Мәзмунға өтүш

Йәһва тонушушқа әрзийдиған Худадур

Йәһва тонушушқа әрзийдиған Худадур

Йәһва тонушушқа әрзийдиған Худадур

ҺАЯТИҢИЗДА муһим бир нәрсини қолдин чиқирип қоюватамсиз? Әгәр Худа тоғрисида билидиғанлириңиз аз болса, ундақта муһим нәрсини қолдин берип қоюватисиз. Немә үчүн бундақ дәймиз? Сәвәви миллионлиған инсанлар чүшинип йәткәндәк, Муқәддәс китаптин Худа тоғрисида билим елишниң пайдиси бәк зор. Адәмләр һаятида буниң пайдисини дәрһалла көриду вә буни өмүр бойи һис қилалайду.

Муқәддәс китапниң муәллипи Тәңри Йәһва. У һәққидә билим елишимизни халайду. Зәбур язғучиси мундақ дәп язған: «Инсанлар билсунки, исми Йәһва болған Сән, пүткүл йәр йүзи үстидә Әң Улуқ Болғучидурсән». Әң Улуқ Худа Йәһвани билишниң қандақ пайдиси бар? (Зәбур 83:18, ЙД [82:19]; Йәшая 48:17)

Худа бизгә күндилик турмушимиздики қийинчилиқларни йеңишни үгәткәндә, көңлимизгә тинч-хатирҗәмлик бәргәндә вә келәчәк үчүн мустәһкәм үмүтни ата қилғанда, буниң пайдисини көрәләймиз. Буниңдин ташқири, биз Йәһва билән йеқинирақ тонушқансири, бүгүнки күндә нурғунлиған адәмләрни қизиқтуридиған әң муһим соалларға башқичә қарайдиған болимиз. Қайси соаллар?

Һаятиңизниң әһмийити барму?

Илим-пән вә техника саһалиридики әҗайип тәрәққияткә қаримастин, инсанлар йәнила ғәм-тәшвишкә селип келиватқан һаяттики әң муһим соалларни сораватиду: «Немә үчүн туғулдум вә яшаватимән? Келәчәктә немә болиду? Һаятниң әһмийити барму?» Әгәр инсан бу соалларға қанаәтлинәрлик җавап тапалмиса, һаяти әһмийәтсиз болиду. Нурғун адәмләр буни һис қиламду? 1997-жили Германияда елип берилған пикир елиш паалийитиниң хуласисигә қариғанда, пикри соралғанларниң тәң йерими һемишәм яки бәзидә һаятниң әһмийити йоқтәк һис қилидиғанлиғини ейтқан. Еһтимал сиз яшаватқан җайдиму кишиләр шуниңға охшаш ой-пикирдә болуши мүмкин.

Инсан һаяти мәхсәт болса, кәлгүси турмуши үчүн һул-асас салалмайду. Көплири мааши жуқури ишқа кириш яки мал-мүлүк топлаш арқилиқ мәналиқ һаятни кәчүримиз дәп ойлап, бар күчини чиқириду. Бирақ улар мәналиқ яшаш мәхситигә йәтәлмәйду. Мәнасиз һаят кәчүрүватқанлар болса, һәтта өзини өлтүрүвалмақчи болуши мүмкин. «International Herald Tribune» хәлиқаралиқ бир гезитида ейтилишичә, һөсүн-җамали чирайлиқ яш бир аял шундақ әһвалға чүшкән екән. У баяшат турмуш кәчүрүп вә интайин көп алаһидә имтиязларға егә болсиму, өзини ялғуз һис қилип, һаятини мәнасиз дәп қариған. Бу аял уйқу дорисини ичивелип, уни өлүк һалда тапқан еди. Бәлким сиз ялғуз яшап, паҗиәлик өлүп кәткәнләр һәққидә башқа һекайиләрни билидиғансиз.

Илим-пән һаят сирлирини ашкарә қилиду дегән гәпни аңлап баққанму? Германияда чиқидиған һәптилик «Die Woche» намлиқ журналда мундақ дәп йезилған: «Гәрчә илим-пән инсанларниң маддий дунияни чүшинишигә ярдәм берәлисиму, диний вә әхлақий җәһәттики соаллириға җавап берәлмәйду. Тәдриҗий тәрәққият нәзәрийиси (эволюция) иптидаий вә бәк аддий, амма чоңқурлап тәтқиқ қилинған квант физикиси, гәрчә зәричиләрни тәртипсиз һәрикәтлинишини чүшәндүрәлигән болсиму, кишиләрниң көңлигә тәсәлли берип, тинч-хатирҗәм турмушқа ериштүрәлмәйду». Әлвәттә, илим-пән ярдимидә һаятни түрлүк шәкилдә тәсвирләп беришкә вә һаятни қоллап-қувәтләйдиған тәбиий функцияләр һәм бир қатар һәрикәтлиниш җәриянлирини чүшәндүрүп беридиған көп нәрсиләр ашкарә қилинған. Амма илим-пән һаятниң мәхсити вә келәчәк тоғрисидики соалларға җавап берәлмәйду. Нәтиҗидә, «Süddeutsche Zeitung» намлиқ гезитта ейтилғандәк, «йол-йоруққа муһтаҗлиқ һәммила җайда көрүнүп туриду».

Йол-йоруқни Яратқучидин башқа кимму берәләйду? У дәсләптә инсанларни йәр-йүзигә орунлаштурған, шуңа биз немә үчүн яшаватқанлиғимизни У чоқум билиду. Муқәддәс китапта йезилғандәк, Тәңри Йәһва инсанларни йәр-йүзини толдуруп, униңдин хәвәр алсун дәп яратқан. Адәмләр һәммә ишлирида Худаға хас есил пәзиләтләрни, шу җүмлидин адаләт, даналиқ вә меһир-муһәббәтни әкс әттүрүши керәк еди. Йәһва Худа бизни немә үчүн яратқанлиғини билсәк, һаятниң мәнасини яхширақ чүшинәләймиз (Яритилиш 1:26—28).

Немә қилалайсиз?

Әгәр өтмүштә: «Немә үчүн туғулдум вә яшаватимән? Келәчәктә немә болиду? Һаятниң әһмийити барму?»— дегән соалларға қанаәтлинәрлик җавапларни тапалмиған болсиңиз, немә қилалайсиз? Муқәддәс китап сизни Яратқучи Йәһва билән йеқинирақ тонушушқа дәвәт қилиду. Әйса пәйғәмбәр: «Мәңгүлүк һаят болса, һәқиқий бирдин-бир Худа — Сени вә Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуштур»,— дегән. Униңдин башқа, Муқәддәс китап сизни Худа яқтуридиған пәзиләтләрни, болупму меһир-муһәббәтни йетилдүрүшкә вә йеқинлишиватқан Худа Падишалиғи астида яшаш үчүн бар күчиңизни чиқиришқа үндәйду. Әгәр дәл шундақ қилсиңиз, мәналиқ һаят кәчүрәләйсиз вә мустәһкәм үмүткә еришәләйсиз. Сизни қаймуқтурған, көп соралған муһим соалларға җавап тапалайсиз (Йоһан 17:3, ҺЗ; Вәз 12:13).

Һаяттики муһим соалларға җавап тепиш һаятиңизға қандақ тәсир қилиду? Ханс исимлиқ киши бу соалниң җававини билиду. * Өтмүштә у мәлум дәриҗидә Худаға ишәнгән болсиму, бу униң һаятиға һечқандақ тәсир қилматти. У мотоциклларға қизиқатти, зәһәр чекәтти, җинсий әхлақсизлиқ қилатти вә ушшақ җинайәт садир қилатти. Ханс әскә елип: «Амма мән әһмийәтсиз һаят кәчүрүп жүрәттим. Һаятимдин қанаәт тапалматтим»,— деди у. Ханс 25 йешида Худа тоғрисида көпирәк билим елишни қарар қилди вә Муқәддәс китапни диққәт билән оқушқа башлиди. Йәһва билән йеқинирақ тонушқандин кейин Ханс немә үчүн яшаш керәклигини чүшәнгән вә һаят тәрзини өзгәртип, һаятини Йәһваға беғишлап, Йәһва гувачиси сүпитидә чөмдүрүлүштин өтти. Һазирға қәдәр, у он жилчә Худаға толуқ вақитлиқ хизмәт қилип келиватиду. У мундақ дәйду: «Йәһваға хизмәт қилиш һаят кәчүрүшниң әң яхши йоли. Буниңға һеч нәрсә тәң келәлмәйду. Йәһва билән тонушуп, һаятниң мәнасини чүшәндим».

Әлвәттә, һаятниң мәнаси һәққидики соал көплигән инсанларни ғәм-тәшвишкә салидиған бирдин-бир соал әмәс. Дунияниң барғансири начарлишип кетиватқан әһвали көплигән кишиләрни башқа бир ғәм-тәшвишкә салиду.

Немә үчүн азап-оқубәтләр йүз бериду?

Адәмниң бешиға еғир күн чүшкәндә, у: «Бу немә үчүн йүз бәрди?»— дегән соални тохтимай сорайду. Адәмниң азап-оқубәткә бәрдашлиқ бериш-берәлмәслиги ушбу соалға тоғра җавап тепишиға бағлиқ. Әгәр у қанаәтлинәрлик җавап тапалмиса, у көп азап-оқубәт чекиши вә һәтта таш жүрәк болуп кетиши мүмкин. Бруни исимлиқ бир аялниң бешидин өткүзгәнлирини алайли.

У мундақ дәйду: «Бир нәччә жил бурун кичигидә омақ қизим өлүп кәтти. Жүригимгә пичақ санчилғандәк болди. Мән Худаға ишинәттим. Шуңа мән тәсәлли елиш үчүн йәрлик роһанийниң қешиға бардим. У маңа, қизим Сусаннани Худа асманға елип кәткәнлигини вә у пәриштигә айлинип кәткәнлигини ейтти. Қизимдин айрилғанда асман дүм көмтүрүлүп чүшкәндәк болди вә қайғу-һәсрәт яшлирим көзимдин тохтимай, қизимни елип кәткини үчүн Худаға аччиқландим». Бруни бир нәччә жил азаплинип яшиди. У сөзни давамлаштуруп, шундақ дәйду: «Дәл шу мүшкүл күнләрдә бир аял Йәһва гувачиси маңа Муқәддәс китапқа асаслинип, Худаға аччиқлинишқа һечқандақ сәвәп йоқлиғини көрсәтти. Йәһва Сусаннани асманға елип кәтмигән вә қизимни пәриштигә айландурмиған. У барчә инсанларға охшаш намукәммәллик болғач, кесәлгә гириптар болған. Сусанна өлүм уйқусида, Тәңри Йәһваниң уни тирилдүридиғанлиғини күтиватиду. Униңдин башқа, Йәһва инсанларни йәр-йүзидики җәннәттә мәңгү яшашқа яратқанлиғини вә пат йеқинда Униң бу нийити әмәлгә ашидиғанлиғини биливалдим. Йәһва билән йеқинирақ тонушқанда, Униңға техиму йеқинлаштим вә қайғу-һәсрәтлиримму азийишқа башлиди» (Зәбур 37:29 [36:29]; Әлчиләр 24:15; Римлиқларға 5:12).

Миллионлиған инсанлар һәр түрлүк қийинчилиқлар түпәйли азап-оқубәтләрни чекиду. Бу шәхсий паҗиә, уруш, ачарчилиқ вә тәбиий балаю-апәтләр болуши мүмкин. Бруни Муқәддәс китаптин Йәһва Худаниң азап-оқубәтләргә сәвәпчи әмәслигини, У инсанларниң азап чекишини һәргиз халимайдиғанлиғини вә пат йеқинда яманлиқни йоқ қилидиғанлиғини биливалған еди. Һәммимиз интизарлиқ билән күтүватқан әҗайип өзгиришләр пат арида йүз бериду (Тимотийға 2-хәт 3:1—5; Мәтта 24:7, 8).

Худа тоғрисида билим елиш

Ханс вә Бруни Худа тоғрисида мәлум дәриҗидә билимгә егә болған. Улар Худаға ишәнгән болсиму, У һәққидә көп нәрсиләрни билмигән. Улар Йәһва Худа тоғрилиқ тоғра билим елиш үчүн вақит чиқирип, тиришчанлиқ көрсәткини үчүн бәрикәтләргә еришти. Улар һаяттики әң муһим соалларға җавап тапти. Бу уларниң көңлини тинч-хәтирҗәмликкә вә мустәһкәм үмүткә ериштүрди. Яратқучи Йәһваға хизмәт қилидиған миллионлиған адәмләрму буни һис қилиду.

Йәһва билән тонушуш Муқәддәс китапни диққәт билән оқуштин башлиниду, чүнки бу китап У кимлигини вә биздин немини тәләп қилидиғанлиғини ашкарә қилиду. Биринчи әсирдә яшиған бәзи кишиләр дәл шундақ иш-һәрикәт қилған. Тарихшунас вә дохтур болған Луқа Берия шәһиридики ибранийлар җамаитиниң әзалири һәққидә мундақ дәп язған: «Уларниң [Паул вә Барнаба] ейтқанлириниң тоғра-хаталиғини билиш үчүн, һәр күни Муқәддәс Язмиларни издинип үгәнди» (Әлчиләр 17:10, 11, ҺЗ).

Биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилири җамаәт сүпитидә җәм болуп, бирликтә жиғилишлирини өткүзәтти (Әлчиләр 2:41, 42, 46; Коринтлиқларға 1-хәт 1:1, 2; Галатилиқларға 1:1, 2; Салоникилиқларға 2-хәт 1:1). Шу Мәсиһ әгәшкүчилиригә охшаш бүгүнки күндә Йәһва гувачилириму җамаәт сүпитидә җәм болуп, бирликтә адәмләрниң Йәһваға йеқинлишишиға вә Униңға хошаллиқ билән хизмәт қилишиға ярдәм беридиған җамаәт ибадәт жиғилишлирини өткүзүп кәлмәктә. Йеқин әтрапта яшаватқан Йәһва гувачилири билән алақә қилишниң йәнә башқа пайдиси бар. Йәһва гувачилири Тәңри Йәһвадин үлгә алғансири мәлум дәриҗидә Униңға хас есил пәзиләтләрни әкс әттүриду. Шуңа Гувачилири билән арилишиш Йәһвани яхширақ билишкә ярдәм бериду (Ибранийларға 10:24, 25)

Бәлким сиз: «Бир шәхс билән тонушуш үчүнла шунчә көп күч чиқириш керәкму?»— дәп сорайдиғансиз. Әлвәттә керәк. Лекин башқа мәхсәтләргә йетиш үчүн көп күч чиқириш керәк әмәсму? Даңлиқ спорт чолпанлири чиниқиш үчүн қанчә күч чиқиридиғанлиғи һәққидә ойлинип көрүң. Мәсилән, олимпик мусабиқисидә алтун медальға еришкән франциялик чаңғу тейилиш маһири Жан-Клод Келе хәлиқаралиқ мусабиқидә ғәлибә қазиниш пурситигә еришиш үчүн немә қилиш керәклигини мундақ дәп чүшәндүргән: «10 жил бурун алдин тәйярлиқ қилишни башлап, жилдин-жилға план түзүш вә һәр күни бу һәққидә ойлаш керәк... Бу бир жилда, 365 күн әқлий вә җисманий тәләп қилинидиған кәсиптур». Бар-йоқи 10 минутта түгәйдиған мусабиқигә қатнишиш үчүн шунчилик көп вақит вә күч тәләп қилиниду! Униңға селиштурғанда, Йәһва һәққидә билим елиш үчүн тиришчанлиқ көрситиш униңдинму көпирәк түгмәс бәрикәтләргә ериштүрәләйду!»

Барғансири йеқин мунасивәт орнитиш

Һеч ким һаятида муһим бир нәрсини қолидин чиқирип қоюшни халимайду. Шуңа әгәр һаятиңизда һәқиқий мәхсәт-нишаниңиз йоқтәк туюлса яки немә үчүн азап-оқубәтләр йүз бериватқанлиғини чүшинишкә тиришиватқан болсиңиз, Муқәддәс китаптин Тәңри Йәһва һәққидә билим елишқа қәтъий бәл бағлаң. У һәққидә билимгә егә болсиңиз, һаятиңиз яхшилиниду вә буниң пайдисини өмүр бойи көрәләйсиз.

Йәһва Худа һәққидә билим елиш қачан аяқлишиду? Нурғун жиллар Йәһва Худаға хизмәт қилип келиватқан кишиләр үзлүксиз У һәққидә билим еливатиду вә давамлиқ йеңи нәрсиләрни үгәнгәнлигидин һәйран қалмақта. Бундақ билим елиш җәрияни бизни хошаллиққа ериштүриду вә барғансири Худаға йеқинлаштуриду. Биз әлчи Паулниң язған мону сөзлиригә қошулимиз: «Аһ! Худаниң әқил-парасити вә илим-һекмити немә дегән мол, немә дегән чоңқур һә! Униң һөкүмлирини кимму чүшинәлисун? Униң йоллирини кимму ойлап йетәлисун? Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: “Кимму Пәрвәрдигарниң ой-пикрини чүшәнсун? Кимму Униң мәслиһәтчиси болалисун?”» (Римлиқларға 11:33, 34, ҺЗ)

[Изаһәт]

^ Бәзи исимлар өзгәртилгән.

[5-бәттики қистурма]

Инсанларни йәнила ғәм-тәшвишкә селиватқан һаяттики әң муһим соалларни сораватиду: «Немә үчүн туғулдум вә яшаватимән? Келәчәктә немә болиду? Һаятниң әһмийити барму?»

[6-бәттики қистурма]

«Йәһва билән йеқинирақ тонушқанда, Униңға техиму йеқинлаштим вә қайғу-һәсрәтлиримму азийишқа башлиди»

[7-бәттики қистурма]

«Йәһваға хизмәт қилиш һаят кәчүрүшниң әң яхши йоли. Буниңға һеч нәрсә тәң келәлмәйду. Йәһва билән тонушуп, һаятниң мәхситини чүшәндим»