Муқәддәс китап. Соал-җаваплар
Һәтта еғир гуна өткүзгән кишиләр Йәһва Худаниң кәчүрүмигә еришәләмду?
Муқәддәс китапқа асасланғанда, барчә инсанлар гунакар. Биз тунҗа инсан Адәм атидин гунани мирас алдуқ. Шуңа бәзидә биз хаталиқларни өткүзимиз, кейин қилған қилишимиздин пушайман қилимиз. Әйса Мәсиһ гуналиримиз үчүн төләм қурбанлиғи сүпитидә өз җенини пида қилған. Униң төләм қурбанлиғи Худаниң кәчүрүмигә еришиш пурситини яратқан еди. Бу Худа бәргән соғаттур (Римлиқларға 3:23, 24ни оқуң).
Бәзи кишиләр еғир гуна өткүзгәндин кейин: «Худа мени кәчүрәрму?»— дәп ойлишиду. Хошаллинарлиқ йери шуки, Муқәддәс китап: «Әйсаниң қени бизни һәрқандақ гунадин тазилайду»,— дәйду (Йоһанниң 1-хети 1:7). Әгәрдә еғир гуна қилип қоюп, чин жүрәктин товва қилсақ, Йәһва Худа бизни кәчүрүшкә тәйяр (Йәшая 1:18ни оқуң).
Йәһва Худаниң кәчүрүмигә еришиш үчүн немә қилишимиз керәк?
Йәһва Худаниң кәчүрүмигә еришишини халисақ, Униң көзқаришини, йол-йоруғи вә тәләп-өлчәмлирини яхши чүшинишимиз керәк (Йоһан 17:3). Яман ишлириға товва қилип, өзгиришкә тиришиватқан кишиләрни Йәһва Худа чин қәлбидин кәчүриду (Әлчиләр 3:19ни оқуң).
Худаниң мақуллишиға еришмәк бәк тәс әмәс. Йәһва Худа рәһим-шәпқәт вә меһрибанлиққа толғач, бизниң аҗиз бәндә екәнлигимизни яхши чүшиниду. Худаниң меһир-шәпқити Униң көңлини қандақ хуш қилиш тоғрилиқ көпирәк биливелишқа дәвәт қиламду? (Зәбур 103:13, 14ни оқуң).