Әйса пәйғәмбәрниң өлүмини хатириләш мәрасими
2025-жили, 12-апрель, шәнбә күни
Һәр жили Йәһва гувачилири Әйса пәйғәмбәрниң өлүмини у көрсәткән усулда хатириләйду, сәвәви у әгәшкүчилиригә: «Буни мени әсләп туруш үчүн қилиңлар»,— дәп буйриған (Луқа 22:19).
Биз сизни мошу жиғилишқа тәклип қилимиз.
Көпчиликни қизиқтурудиған соаллар
Бу мәрасим қанчә вақит өткүзүлиду?
Тәхминән бир саат.
Бу жиғилиш қәйәрдә өткүзүлиду?
Буни биливелиш үчүн Йәһва гувачилири билән алақилишиң.
Кириш һәқсизму?
Һә-ә.
Бу жиғилишта пул жиғамду?
Яқ. Йәһва гувачилири һечқачан жиғилишлирида пул жиғмайду.
Бу мәрасимға қандақ кийиниш керәк?
Бу мәрасимға қатнишиш үчүн мәлум бир кийим кийишниң кериги йоқ. Йәһва гувачилири Муқәддәс китаптики мәслиһәткә әмәл қилғач, башқиларниң һис-туйғулирини һөрмәтләйдиған вә бу алаһидә вақиәгә мас келидиған рәтлик кийимләрни кийишкә тиришиду (Тимотийға 1-хәт 2:9). Қиммәт-баһалиқ яки әң ахирқи мода болуватқан кийимләрни кийиш зөрүр әмәс.
Хатириләш мәрасими қандақ өткүзүлиду?
Жиғилишниң бешида вә ахирида нахша ейтилиду вә Йәһва гувачилириниң бири дуа қилиду. Хатириләш мәрасиминиң әң муһим қисми — нутуқ. Бу нутуқ Әйса пәйғәмбәрниң өлүминиң муһимлиғини вә Пәрвәрдигар Худа билән Әйса Мәсиһниң қилғанлириниң биз үчүн қандақ пайдиси барлиғини чүшәндүрүп бериду.
Көпирәк биливелиш үчүн «Немишкә Йәһва гувачилири Һакимдарниң кәчкә зияпитини башқа динлардин өзгичә нишанлайду?» намлиқ мақалини оқуң.
Хатириләш мәрасиминиң келәчәктә өткүзүлидиған күнлири
2025-жили, 12-апрель, шәнбә күни
2026-жили, 2-апрель, пәйшәнбә күни