Йәһва гувачилири башқа динларға чидамлиқ көрситәмду?
Биз адәмләрниң диниға қаримай, Муқәддәс китаптики «барлиқ инсанларни һөрмәтләңлар» дегән мәслиһиткә риайә қилимиз (Петрусниң 1-хети 2:17). Мәсилән, бәзи мәмликәтләрдә нәччә йүз миңлиған Йәһва гувачилири бар. Шундақ болсиму, биз башқа динларниң паалийәтлирини чәклитиш үчүн һөкүмәт башчилириға һәм қанун түзгүчиләргә қисим көрсәтмәймиз. Һәмдә әхлақий вә диний көзқарашлиримизни көпчилик қануний түрдә қобул қилсун дәп күрәш қилмаймиз. Әксичә, башқилар бизни һөрмәтлиши үчүн, бизму уларни һәрмәтләймиз (Мәтта 7:12).