СӘГӘК ТУРУҢЛАР!
Мәктәптики оқ чиқириш вақиәлири. Муқәддәс китап немә дәйду?
2022-жили, 24-май күни, Америкиниң Техас штатиниң Увальди дегән кичик шәһәр базирида кишиләрни қорқутидиған бир паҗиә йүз бәрди. «Нью-Йорк вақит» (The New York Times) гезитида: «Қураллиқ бир киши Робб башланғуч мәктивидә 19 бала вә икки оқутқучини өлтүргән»,— дәп йезилған.
Ечинарлиғи, шундақ дәһшәтлик вақиәләр тоғрилиқ пат-пат аңлап туруватимиз. «Бүгүнки Америка» (USA Today) гезитиниң хәвиригә қариғанда, пәқәт Америкидила «өткән жили мәктәпләрдә 249 қетим оқ чиқириш вақиәлири йүз бәргән болуп, бу сан 1970-жилдин буянқи һәрқандақ бир жилға қариғанда әң көп».
Немә үчүн бундақ паҗиәләр йүз бериватиду? Биз бундақ рәзил қилмишларға қандақ тәқабил туралаймиз? Зораванлиқлар бир күни ахирлишарму? Җавапни Муқәддәс китаптин алайли.
Дуния немә үчүн шунчә көп зораванлиққа толуп кәтти?
Муқәддәс китапта бизниң дәвримиз «ахир заман» дәп атилип, бу заманда нурғун кишиләр «туққанлиқтин бәзгән» вә «вәһший» болуп, рәһим-шәпқәтсиз вә зораванлиқ қилидиғанлиғи йезилған. Шундақ илләтлик кишиләр «барғансири техиму рәзиллишип кетиду» (Тимотийға 2-хәт 3:1—5, 13). Көпирәк билиш үчүн «Кишиләрниң бүгүнкидәк ой-пикир қилиши вә жүрүш-туруши Муқәддәс китапта алдин ейтилғанму?» намлиқ мақалини оқуң.
Нурғун адәмләр: «Худа немә үчүн мәктәпләрдики оқ чиқиришқа охшаш қорқунчлуқ ишларниң йүз беришиниң алдини алмайду?»— дәп сорайду. Муқәддәс китапниң бу соалға қандақ җавап беридиғанлиғини көрүш үчүн «Немә үчүн яхши адәмләр яман ишларға учрайду?» намлиқ мақалини оқуң.
Яманлиқларға қандақ тәқабил туралаймиз?
«Авал йезилғанларниң һәммиси Муқәддәс Язмилардин тәссәлли елиш һәм ... үмүтимиз болуши үчүн, бизниң нәсиһәт қилинишимизға йезилған еди» (Римлиқларға 15:4).
Муқәддәс китап принциплири сизниң бу рәзил дуниядики зораван ишларға тәқабил туралишиңизға ярдәм бериду. Көпирәк мәлумат елиш үчүн «Зораванлиқ бир күни йоқ боларму?» намлиқ «Ойғиниш!» журналини оқуң.
Балилар аңлиған яки көргән қорқунучлуқ хәвәрләргә қандақ инкас қайтурушиға ата-аниларниң қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғи тоғрилиқ мәслиһәтләрни «Қорқунучлуқ хәвәрләр вә балилириңиз» намлиқ мақалидин оқуң.
Зораванлиқ бир күни йоқ боларму?
«У халас қилар зулум вә зораванлиқтин уларни» (Зәбур 72:14 [71:14], ҺЗ).
«Буниң билән улар өз қиличлирини сапан чишлири, нәйзилирини оғақ қилип соқушиду; бир әл йәнә бир әлгә қилич көтәрмәйду, улар һәм йәнә уруш қилишни үгәнмәйду» (Мика 4:3, Калам).
Яратқучи Худа инсанларниң қолидин кәлмәйдиған ишларни қилишқа қадир. Униң әрштики Падишалиғи барлиқ қурал-ярақларни вә зораванлиқларни йоқ қилиду. Худа Падишалиғи кәлгүсидә йәнә немиләрни қилидиғанлиғи һәққидә техиму көпирәк билиш үчүн «Падишалиқниң һөкүмранлиғи астида чәксиз тинч-хатирҗәмлик һөкүм сүриду» намлиқ мақалини оқуң.