СӘГӘК ТУРУҢЛАР!
Украинадики дин вә уруш. Муқәддәс китап немә дәйду?
Даңлиқ диний даһийларниң Украинадики урушқа мунасивәтлик көзқариши һәққидә ойлап көрүң:
«Россия православие чиркониң даһийси, баш ақсақал Кирилл Россияниң таҗавузчилиғиға қарши бир еғизму сөз қилмиди. [...] Униң чиркоси Украина һәққидә тәшвиқат паалийитини жүргүзиватиду, Путин болса, Украинада болуватқан урушни ақлаш үчүн мошу тәшвиқаттин пайдилиниду» (EUobserver, Европа бирлиги күзәтчиси, 2022-жил, 7-март).
«Баш ақсақал Кирилл өзиниң әң күчлүк көзқариши һәққидә хәвәр берип, өз дөлитиниң Украинаға таҗавуз қилишини ақлиди, йәни бу урушни гунаға қарши турушниң бир қисими сүпитидә тәсвирлиди» (AP News, Америка бирләшмә агентлиги, 2022-жил, 8-март).
«Украина православие чиркониң рәһбири, Киев чоң шәһири баш роһанийси Епифаний, дүшәнбә күни өз хәлқигә, Россия таҗавузчилириға қарши уруш қилиш үчүн бәрикәт тилиди... [У] йәнә Россия әскәрлирини өлтүрүшниң гуна әмәслигини баян қилди» (Jerusalem Post, Йерусалим почта гезити, 2022-жил, 16-март).
«Биз Украина чирколар вә диний тәшкилатлар кеңиши Украина қураллиқ һәрбий қисимлирини вә барлиқ қоғдиғучилиримизни қоллап-қувәтләймиз, уларниң Украинани таҗавузчидин қоғдаш урушиға бәрикәт тиләп, улар үчүн дуа қилимиз» (UCCRO a, Украина чирколар вә диний тәшкилатлар кеңиши баянати, 2022-жили 24-февраль).
Сиз қандақ қарайсиз? Әйса Мәсиһкә әгишимиз дәйдиған динлар кишиләрни урушқа илһамландуруши керәкму? Муқәддәс китапта немә дейилгән?
Диний урушлар һәққидики тарих
Тарих шуни испатлидики, дин течлиқ үчүн хизмәт қилған һаләткә керивелип, дайим урушни әйиплимигән, ақлиған, һәтта тәшәббус қилған. Нәччә онлиған жиллардин бу ян Йәһва гувачилири бундақ диний сахтипәзликни ашкарилап келиватиду. Нәшри материаллиримизда тилға елинған бәзи мисалларни көрүп бақайли.
«Әһли сәлипләрниң шәриқкә жүрүш қилиши — ечинишлиқ хам хиял» (рус) намлиқ мақалидә, Худа вә Мәсиһниң намида елип берилған қирғинчилиқларға Рим католик чиркосиниң қандақ җавапкар екәнлиги көрситилгән.
«Африкидики католик чиркоси» (ингл.) намлиқ мақалидә динниң қәбилә арисидики урушларни, һәтта ирқий қирғинчилиқниң алдини алалмиғанлиғиниң бир мисали тәсвирләнгән.
«Дин әйипликму? Динниң урушларда ойниған роли вә дин тәрәп тутиду» қатарлиқ мақалиләрдә, католик, православие вә протестант диний рәһбәрлириниң нурғунлиған урушларда һәр иккила тәрәпни қандақ қоллап-қувәтлигәнлиги чүшәндүрүлгән.
Әйсаниң әгәшкүчилири дәп аталған динлар урушни қоллиши керәкму?
Әйса мундақ тәлим бәргән: «Өз йениңдики кишини өзәңдәк сөйгүн» (Мәтта 22:39). «Силәргә дүшмәнлик қилғанларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар» (Мәтта 5:44—47, ҺЗ).
Ойлап көрүң: Бир дин охшаш бирла вақитта, өз әгәшкүчилирини һәм Әйса Мәсиһниң сөйгү-муһәббәт көрситиш һәққидики буйруқлириға бойсунушқа һәм урушта башқиларни өлтүрүшкә дәвәт қилаламду? Бу соалға җавап тепиш үчүн «һәқиқий Мәсиһ әгәшкүчилири вә уруш» (ингл.) вә «Инсанниң өз дүшминини сөйәлиши мүмкинму?» (рус) намлиқ мақалиләрни оқуң.
Әйса Мәсиһ мундақ дегән: «Мениң Падишалиғим бу дунияға мәнсүп әмәс. Әгәр мәнсүп болсиди, шагиртлирим Мениң йәһудийларға тапшурулмаслиғим үчүн җәң қилған болатти» (Йоһан 18:36, ҺЗ). «Қилич көтәргәнләрниң һәммиси қиличтин өлүду» (Мәтта 26:47—52).
Ойлап көрүң: Әгәр Мәсиһ әгәшкүчилири һәтта һәзрити Әйсани қоғдаш үчүн уруш қилмиған болса, башқа һәрқандақ сәвәпләр билән қолиға қурал елиши керәкму? Дәсләпки Мәсиһ әгәшкүчилири садақәтмәнлик билән Әйсаниң үлгиси вә тәлимлиригә қандақ әгәшкәнлигини билиш үчүн «Уруш Мәсиһ әгәшкүчилириниң диний-етиқадиға мас келәмду?» (рус) намлиқ мақалини оқуң.
Урушни тәшәббус қилған динларға немә болар?
Муқәддәс китап Әйса Мәсиһкә вәкиллик қилимиз дәп туруп, униң тәлимлири бойичә маңмайдиған динларни Худаниң рәт қилидиғанлиғини үгитиду (Мәтта 7:21—23; Титқа 1:16).
Вәһий китавида, «йәр йүзидә қирғин болғанларниң» өлүми үчүн, Худаниң шундақ динларни җавапкарлиққа тартидиғанлиғи көрситилгән (Вәһий 18:21, 24, ҺЗ). Буниң сәвәвини билиш үчүн «Бүйүк Бабилон дегән немә?» (рус) намлиқ мақалини оқуң.
Әйса Мәсиһ, худди яхши мевә бәрмәйдиған дәрәқ «кесилип отқа» ташланғандәк, Худа тәрипидин рәт қилинған барлиқ динлар яман ишлири үчүн һалак қилинидиғанлиғини ениқ көрсәткән еди (Мәтта 7:15—20). Буниң қандақ йүз беридиғанлиғини билиш үчүн «Ялған динниң ахирлишиш вақти йеқин!» (рус) намлиқ мақалини оқуң.
Photo credits, left to right: Photo by Sefa Karacan/Anadolu Agency/Getty Images; Maxym Marusenko/NurPhoto via Getty Images
a Украина чирколар вә диний тәшкилатлар кеңиши 15 динни, шу җүмлидин православие, Грек, Рим католик, протестант чирколирини, хуш хәвәр (Evangelical) йәткүзчиләр мәзһәплирини һәмдә йәһудийлар вә мусулманларни өз ичигә алиду.