СӘГӘК ТУРУҢЛАР!
Йәһва гувачилири вә йәһудийлар учриған Чоң қирғинчилиқ. Муқәддәс китап немә дәйду?
2023-жили, 27-январь күни, дунияниң җай-җайлирида нурғун кишиләр йәһудийлар учриған Чоң қирғинчилиқни хатириләш күнини өткүзиду. 75 жил илгири йүз бәргән вәһшийликләр бәлким сизни мону соал үстидә ойландуридиғанду: «Немә үчүн Худа әшу Чоң қирғинчилиқниң йүз беришигә йол қойған?»
Муқәддәс китап немә дәйдиғанлиғини билиш үчүн «Немә үчүн Чоң қирғинчилиқ йүз бәргән? Немә үчүн Худа уни тохтатмиған?» намлиқ мақалини оқуң.
Йәһудийлар Чоң қирғинчилиқниң қурбанлири болуп, еғир азап-оқубәтләрни баштин өткүзгән. Миллионлиған кишиләр мәхсәтлик һалда өлтүрүлгән еди. Башқа топларға тәвә кишиләрму Чоң қирғинчилиқ мәзгилидә зиянкәшликкә учрап, өлгән. Уларниң арисида Муқәддәс китап принциплири бойичә һаят кәчүридиған иман-етиқатлиқ Йәһва гувачилириму бар еди.
Бу һәққидә көпирәк билим елиш үчүн «Йәһудийлар Чоң қирғинчилиққа учриған мәзгилдә Йәһва гувачилириға немә болған?» намлиқ мақалини оқуң.
Келәчәк вә үмүт
Нурғун кишиләр йәһудийлар учриған Чоң қирғинчилиққа охшаш паҗиәлик вақиәниң қайта йүз берип, қелишидин қорқиду. Хошаллинарлиқ йери, Муқәддәс китап шундақ қорқунучлуқ вақиәләрниң келәчәктә әнди йүз бәрмәйдиғанлиғини вәдә қилиду.
«“Чүнки, Мән силәр һәққидә немә ойлаватқанлиғимни яхши билимән“,— дәйду Йәһва: “Силәргә палакәт әмәс, тинчлиқни, келәчәк вә үмүт беришни ойлаватимән”» (Йәрәмия 29:11, ЙД). a
Йәһва Худа яманлиқни йоқ қилиду вә дунияда пәйда болған барчә бузғунчилиқларни түзәп әслигә кәлтүриду. Шу чағда бу үмүт реаллиққа айлиниду. Яратқучимиз пат йеқинда монуларни қилмақчи:
Башқиларға яманлиқ қилғучиларни йоқ қилиду (Пәнд-нәсиһәтләр 2:22).
Барлиқ азап-оқубәт чәккәнләрниң қәлб ярилирини сақайтиду (Вәһий 21:4).
Өлүп кәткәнләрни тирилдүриду (Йоһан 5:28, 29).
Сиз тәсәлли беридиған Муқәддәс китаптики үмүткә ишинәләйсиз. Немә үчүн буниңға ишинишкә болидиғанлиғи һәққидә көпирәк биливелиш үчүн биз сизни Муқәддәс Язмилардин һәқсиз билим ашурушқа тәклип қилимиз.
a Йәһва дегән Худаниң хас исми (Зәбур 83:18).