32-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Йәһва Худаға кәмтәрлик билән хизмәт қилиң!
«Худайиң билән биллә кәмтәрлик билән меңи[ң]» (МИКА 6:8, КТ).
26-НАХША Рәб Йәһ билән жүр
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Давут Йәһваниң кәмтәрлиги тоғрилиқ немә дегән?
БИЗ Йәһвани кәмтәр Худа дәп ейталаймизму? Һә-ә, ейталаймиз. Давут падиша мундақ дәп язған: «Сән маңа ниҗат қалқинини берип, оң қолуң мени қувәтләйду, Сениң мөмүнлигиң мени көтириду» (Сам. 2-яз. 22:36; Зәб. 18:35). Давут бу сөзләрни қилғанда, бәлким у Самуил пәйғәмбәрниң Исраилниң кейинки падишасини майлаш үчүн униң дадисиниң өйигә кәлгән әшу вақитни әскә алған. Давут дадисиниң сәккиз оғлиниң әң кәнҗиси болған. Йәһва Шаулниң орниға падиша сүпитидә Давутни таллиғанда кәмтәрликни көрсәткән (Сам. 1-яз. 16:1, 10—13).
2. Бу мақалидә биз немини көрүп чиқимиз?
2 Давут җәзмән йәнә бир Зәбур язғучисиниң язған ой-пикирлирини мақул көргән. У мундақ дәп язған: «У асман билән йәрдә йүз бериватқан әһвални көрүш үчүн иңишиду, аҗизни топа-чаңдин көтирип, уни мәшһурлар билән олтарғузиду» (Зәб. 113:6—8). Бу мақалидә, биринчидин Йәһва Худа қандақ вәзийәтләрдә кәмтәрлик көрсәткәнлигини вә буниңдин қандақ савақ алалайдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз. Кейин биз Шаул падиша, Даниял вә Әйса пәйғәмбәрләрниң көрсәткән кәмтәрлик үлгиси һәққидә биливалимиз.
ЙӘҺВА ХУДАНИҢ ҮЛГИСИДИН НЕМИНИ ҮГИНӘЛӘЙМИЗ?
3. Йәһва Худа бизгә қандақ муамилә қилиду вә бу немини көрситиду?
3 Йәһва Худаниң намукәммәл адәмләргә қандақ муамилә қилғанлиғидин, Униң кәмтәрлигини көрәләймиз. У пәқәт ибадитимизни қобул қилипла қалмай, йәнә бизгә Өзиниң достидәк қарайду (Зәб. 25:14). Худаниң дости болушимиз үчүн, У биринчи қәдәмни қилип, гуналиримиз үчүн Өзиниң оғлини қурбанлиққа бәргән. У бизгә қанчилик меһир-шәпқәт вә һисдашлиқ көрсәткән-һә!
4. Йәһва Худа бизгә немә бәргән вә немә үчүн?
4 Йәһваниң кәмтәрлик көрситиш йолиниң йәнә бирини көрәйли. Йәһва Яратқучи бизгә таллаш әркинлигини бәрмәй яритиши мүмкин еди. Бирақ У бизни Өзигә охшитип яритип, бизгә таллаш әркинлигини бәргән. Пәрвәрдигар кәмтәр адәмләрниң Униңға чин жүрәктин хизмәт қилишини халайду. Чүнки улар Уни яхши көриду вә Униңға бойсунушниң пайдисини чүшиниду (Қ. шәр. 10:12; Йәшая 48:17, 18). Йәһва Худаниң көрсәткән кәмтәрлиги үчүн қанчилик биз миннәтдармиз-һә!
5. Йәһва Худа бизгә кәмтәр болушни қандақ үгитиду? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
5 Йәһва бизгә қандақ муамилә қилғанлиғидин, бизни кәмтәрликкә үгитиду. Йәһва Атимиз Каинатта әң дана Шәхс. Буниңға қаримастин, У башқиларниң тәкливини қобул қилишқа тәйяр. Мәсилән, у Өзиниң Оғлиға Аләмни яритишта ярдәм беришкә рухсәт бәргән (Пәнд н. 8:27—30; Кол. 1:15, 16). Гәрчә Йәһва Һәммигә Қәдир Худа болсиму, у башқилар билән бәзи һоқуқини бөлүшиду. Мәсилән, У Әйсани Падишалиқниң Падишаси қилип тәйинлигән. Шундақла, У 144000 адәмгә Әйса билән биргә һөкүмранлиқ қилишқа һоқуқ бериду (Луқа 12:32). Әлвәттә, Йәһва Әйсани Падиша вә Баш роһаний болушқа тәйярлиған (Ибр. 5:8, 9). У йәнә Әйса билән биргә һөкүмранлиқ қилидиғанларниму вәзипилирини қандақ орунлашни үгитиватиду. Амма Худа уларниң орунлайдиған вәзипилириниң ушшақ-чүшшәк тәпсилатлириға қарап олтармайду. Әксинчә, У Өз ирадисини уларниң орунлайдиғанлиғиға ишиниду.
6, 7. Аилә башлиқлири, ақсақаллар вә ата-анилар Йәһвани қандақ үлгә қилалайду?
6 Бизниң Асмандики Атимиз һечкимниң ярдимигә муһтаҗ әмәс. Шуңа әгәр у Өз һоқуқи билән бөлүшсә, бизму шундақ қилишимиз керәк, әмәсму! Мәсилән, сизни аилә беши яки җамаәттә ақсақал дәйли. Вәзипиләрни башқиларға тапшурғанда, улар бу вәзипиләрни қандақ орунливатқанлиғиға арилашмай, Йәһва Худани үлгә қилиң. Сиз Йәһвани үлгә қилғанда, пәқәт вәзипиләрни орунлинип қалмай, башқиларму қандақ қилишни үгинип, уларниң өзигә болған ишәнчисини күчәйтисиз (Йәшая 41:10). Һоқуқи барлар Йәһва Худадин йәнә қандақ савақ алалайду?
7 Йәһва Худа Өзиниң асмандики роһий оғуллириниң ой-пикирлиригә қизиқиду (Пад. 1-яз. 22:19—22). Ата-анилар силәр Йәһвани қандақ үлгә қилалайсиләр? Қолайлиқ болса, балилириңизға қандақту бир тапшуруқ бәргәндин кейин, улардин бу тапшуруқни қандақ қилса яхширақ болидиғанлиғини сорап көрүң. Андин улар қандақ дегән болса, өзлири бу тапшуруқни шундақ қилип көрсун.
8. Йәһва Худа Ибраһим билән Сарәгә сәвирчанлиқ билән қандақ муамилә қилған?
8 Йәһва Худаниң кәмтәрлигини йәнә сәвирчанлиғидин көрүшкә болиду. Мәсилән, Униң қарариға хизмәтчилири һөрмәт билән соал қойса, У сәвирчанлиқни көрситиду. Йәһваниң Содом билән Гоморани вәйран қилишини Ибраһим тоғра қарар әмәс дәп ейтқанда, У сәвирчанлиқ билән аңлиған (Ярит. 18:22—33). Йәһваниң Сарәгә қандақ муамилә қилғанлиғи есиңиздә болса керәк. Сарә қериғанда һамилдар болидиғанлиғини аңлап күлгәндә, Йәһва хапа болмиған (Ярит. 18:10—14). Әксинчә, У Сарәгә һөрмәт билән муамилә қилған.
9. Ата-анилар вә ақсақаллар, силәр Йәһвани қандақ үлгә қилалайсиләр?
9 Ата-анилар вә ақсақаллар, силәр Йәһвани қандақ үлгә қилалайсиләр? Балиңиз яки җамаәттики бирси сизниң қарариңиз тоғра әмәс десә, сиз немә қилаттиңиз? Уларниң көзқариши тоғра әмәс, дәп дәрһал сөзини бөлүветәмсиз? Йә болмиса, уларниң көзқаришини чүшинишкә тиришамсиз? Һоқуқи барлар Йәһвани үлгә қилса, аилиләр вә җамаәтләр буниң зор пайдисини көриду. Мошу кәмгичә, биз Йәһваниң үлгисидин кәмтәрлик һәққидә немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни мулаһизә қилдуқ. Әнди биз Худаниң Сөзидә кәлтүрүлгән мисаллардин кәмтәрлик тоғрисида немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни көрүп бақайли.
БАШҚИЛАРНИҢ ҮЛГИСИДИН НЕМИНИ ҮГИНӘЛӘЙМИЗ?
10. Йәһва Худа бизни үгитиш үчүн башқиларниң мисаллирини қандақ қоллиниду?
10 Йәһва Улуқ устаз сүпитидә, бизни үгитиш үчүн Өз Сөзидә мисалларни кәлтүргән (Йәшая 30:20, 21). Биз Муқәддәс китаптики мисаллар һәққидә ойлисақ, Худаниң пәзиләтлирини, шу җүмлидин кәмтәрликни көрсәткән адәмләр һәққидә биләләймиз. Униңдин башқа, биз шундақ пәзиләтлирини көрсәтмигән кишиләр билән немә болғанлиғини көрәләймиз (Зәб. 37:37; Кор. 1-х. 10:11).
11. Шаулниң яман үлгисидин биз немигә үгинәләймиз?
11 Падиша Шаулға немә болғанлиғини ойлап көрәйли. Дәсләптә у аддий-садда, өзиниң қабилийитиниң чәклик екәнлигини билидиған, һәтта көпирәк җавапкарлиқни өз бойниға елиштин иккилинип қалған кәмтәр жигит еди (Сам. 1-яз. 9:21; 10:20—22). У Падиша болғандин кейин узун өтмәй, һакавур болуп, өзиниң һоқуқи йоқ ишларға қол салған. Бир қетим у Самуил пәйғәмбәрни күткән чағда, сәвир-тақәтсизлик қилған. Хәлиққә ярдәм бериш үчүн кәмтәрлик билән Йәһва Худаға ишәнч қилишниң орниға, өзидә қурбанлиқ қилиш һоқуқи болмисиму, у өзи баш болуп қурбанлиқни сунған. Нәтиҗидә, у Худаниң яхши көрүши вә ахирида падишалиқтин айрилған (Сам. 1-яз. 13:8—14). Әгәр биз бу агаһландуруш мисалидин савақ алсақ вә һоқуқимиз йоқ ишларға қол тиқмисақ дана адәм болумиз.
12. Даниял пәйғәмбәр қандақ қилип кәмтәрликни көрсәткән?
12 Шаул яман үлгә қалдурған. Һазир болса, Даниял пәйғәмбәрниң яхши үлгисини қарап бақайли. Даниял өмүр бойи Худаниң кәмтәр хизмәтчиси болуп, дайим Униң йол-йоруғини издигән. Мәсилән, Йәһва Даниял пәйғәмбәр арқилиқ Небуқаднисарниң чүшини өрүп бәргән. Бирақ Даниял бу чүшни мән өрәләймән дәп мәйдисигә урмиған. Әксинчә, у һәммә шан-шөһрәтни Йәһва Худаға бәргән (Дан. 2:26—28). Биз үчүн қандақ савақ? Әгәр қериндашлар ейтқан нутуқлириңизни яқтурса һәм вәз хизмәттә тәҗрибилик болсиңиз, һәммә шан-шәрәпни Худаға кәлтүрүшни унтумаң. Йәһва Худаниң ярдимисиз буниң һәммиси қолумиздин кәлмәйдиғанлиғини кәмтәрлик билән етирап қилишимиз керәк (Флп. 4:13). Әгәр шундақ қилсақ, Әйсаниң әҗайип үлгисини өзүмизгә өрнәк қилған болумиз. Ундақта қандақ өрнәк қилимиз?
13. Биз Йоһан 5:19, 30-айәтләрдики Әйсаниң сөзлиридин кәмтәрлик һәққидә қандақ савақ алимиз?
13 Гәрчә Әйса Худаниң мукәммәл Оғли болсиму, у Худаға таянған (Йоһан 5:19, 30ни оқуң). У һечқачан асмандики Атиси Йәһваниң һоқуқини өз қолиға еливелишқа интилмигән. Филипиликләргә 2:6-айәттә Әйса Яратқучи Худаға тәң болушни хиялиға кәлтүрмигән, дәп чүшәндүрүлиду. У Атисиға бойсунидиған Оғул сүпитидә, өзиниң чәклимисини чүшәнгән вә Атисиниң һоқуқини һөрмәтлигән.
14. Бирлири Әйсадин өзиниң һоқуқи йоқ нәрсини сориғанда, у қандақ җавап бәргән?
14 Әйсаниң шагиртлири Яқуп билән Йоһан аписи билән биргә униң қешиға келип, униңдин һоқуқи йоқ нәрсини сориғанда, Әйсаниң қандақ җавап бәргәнлигини көрүп чиқайли. Әйса иккиләнмәй дәрһал җавап берип, Падишалиқта униң оң яки сол қол тәрипидә ким олтуридиғанлиғини пәқәт Асмандики Атисила қарар қилидиғанлиғини ейтқан (Мәт. 20:20—23). Әйса өзиниң чәклимиси бар екәнлигини етирап қилған. У шундақ қилип, кәмтәрлигини көрсәткән. Йәһва Худа һоқуқ бәрмигән ишни Әйса һечқачан қилмиған еди (Йоһ. 12:49). Әйсаниң әҗайип үлгисини өзүмизгә қандақ өрнәк қилалаймиз?
15, 16. Коринтлиқларға 1-хәт 4:6-айәттики нәсиһәтни қандақ қоллансақ болиду?
15 Коринтлиқларға 1-хәт 4:6-айәттики нәсиһәтни һаятимизда қоллинип, биз Әйсаниң кәмтәрлигини үлгә қилимиз. Бу айәттә: «Йезилғанниң чекидин чиқмаслиқ»,— дейилгән. Шуңа бирси биздин мәслиһәт сориғанда, биз һечқачан өзүмизниң өй-пикримизни яки ойланмайла еғизимизға кәлгәнни ейтишни халимаймиз. Биз Муқәддәс китаптин вә униңға асасланған әдәбиятлиримиздин мәслиһәтләрни издишимиз керәк. Шундақ қилип, биз қабилийитимизниң чәклик екәнлигини чүшинимиз. Биз кәмтәрлик билән Һәммигә Қадир Худаниң мәслиһитиниң һәрқачан бизниңкидин яхши екәнлигини көрситип, шан-шәрәпни Униңға беримиз (Вәһ. 15:3, 4).
16 Йәһваға шан-шәрәп кәлтүрүш билән биргә кәмтәр болушниң йәнә башқиму яхши сәвәплири бар. Һазир кәмтәрлик вә кичик пейил болушниң бизгә қандақ хошаллиқ әкелидиғанлиғини вә башқилар билән чиқишип өтүшкә ярдәм берәләйдиғанлиғини көрәйли.
НЕМӘ ҮЧҮН КӘМТӘР БОЛУШ ПАЙДИЛИҚ?
17. Немә үчүн кәмтәр вә кичик пейил адәмләр хошал?
17 Биз кәмтәр вә кичик пейил болғанда, бәкирәк хошал-хорам болумиз. Немә үчүн? Өзүмизниң чәклимимизни билгәндә, башқиларниң қилған һәрқандақ ярдими үчүн миннәтдар болумиз. Мәсилән, Әйса махав кесилигә гириптар болған он адәмни сақайтқан вақиәни есимизға алайли. Пәқәт он кишидин бирила Әйсаға рәхмитини ейтиш үчүн қайтип кәлгән. Бу жиркиничлик кесилидин у киши һәргизму өзи-өзини сақайталматти. Бу кәмтәр адәм алған ярдими үчүн миннәтдарлиқ билдүрүп, Йәһва Худани мәдһийилигән (Луқа 17:11—19).
18. Кәмтәрлик башқилар билән тил тепишишқа қандақ ярдәм бериду? (Римлиқларға 12:10)
18 Адәттә кәмтәр адәмләр бир бири билән чиқишип кетәләйду. Кәмтәр адәмниң достлири нурғун. Немә үчүн? Сәвәви у башқиларниң әҗайип пәзиләтлири барлиғини етирап қилип, уларға ишиниду. Башқилар өз ишида муваппәқийәтлик қазанғанда, кәмтәр киши хошал-хорам болиду вә дәрһал уларни махтайду вә һөрмәтләйду (Римлиқларға 12:10ни оқуң).
19. Немә үчүн тәкәббурлуқтин жирақ болуш керәк? Буниң қандақ сәвәплири бар?
19 Әксинчә тәкәббур адәмләргә башқиларни махташ қийин келиду. Чүнки улар өзлиринила махташқа сазавәр дәп ойлайду. Улар өзини башқилар билән селиштурушқа майил һәм башқилардин яхширақ болушқа тиришиду. Башқиларни үгитиш вә уларға һоқуқ беришниң орниға улар мундақ дәйду: «Бир нәрсини тоғра қилишни халисаң, өзүң қил!» Чүнки униң нәзәридә башқилар уни тоғра қилалмайду. Адәттә һакавур адәм башқилардин өзини муһимирақ көрситишни халайду. Башқилар бир ишни униңдин яхширақ қилса көрәлмәслик қилиду (Гал. 5:26). Бундақ адәмләрниң йеқин достлири болмайду. Әгәр биз өз қәлбимиздә шундақ тәкәббурлуқни байқисақ, бу яман илләтниң чоңқур йилтиз тартмаслиғи үчүн, Йәһваға сәмимий дуа қилип, ой-пикиримизни йеңилиши үчүн ялвуруп ярдәм соришимиз керәк (Рим. 12:2).
20. Немә үчүн кәмтәр вә кичик пейил болушимиз керәк?
20 Биз Йәһва Худаниң үлгиси үчүн чәксиз миннәтдар! Униң кәмтәрлигини Өз хизмәтчилиригә қандақ муамилә қилғинидин көрәләймиз. Биз Йәһвани үлгә қилишни халаймиз. Униңдин башқа, биз Муқәддәс китаптики Йәһваға кичик пейиллиқ билән хизмәт қилғанларниң мисаллиридин өзүмизгә үлгә елишни халаймиз. Биз Йәһвани һәрдайим улуқлаймиз. У һөрмәт вә шан-шәрәпкә лайиқ (Вәһ. 4:11). Шу чағда, кәмтәр вә кичик пейил адәмләрни яхши көридиған Асмандики Атимиз билән биргә жүрәләймиз.
43-НАХША Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!
a Кәмтәр адәм башқиларға көйүмчан вә меһрибан болиду. Йәһвани һәқиқәтән кәмтәр Худа дәп ейталаймиз. Бу мақалидә, Йәһваниң кәмтәрлигидин қандақ үлгә алидиғанлиғимизни көрүп чиқимиз. Йәнә биз Шаул падиша, Даниял вә Әйса пәйғәмбәрләрниң кәмтәрлигидин қандақ үлгә алалайдиғанлиғимизниму үгинимиз.
b СҮРӘТТӘ: Ақсақал вақтини чиқирип, яш бурадәргә җамаәтниң территориясигә мунасивәтлик ишларни қандақ қилиш керәклигини үгитиватиду. Кейин ақсақал яш бурадәрниң һәрбир ишини тәкшүрмәй, униңға бу ишни өзи қилишиға мүмкинчилик бериватиду.
c СҮРӘТТӘ: Қериндаш ақсақалдин чирковда болидиған тойға бериш-бармаслиқ һәққидә мәслиһәт сораватиду. Ақсақал униңға өз ой-пикрини ейтмай, Муқәддәс китаптики принципларни көрситиватиду.