Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Худа Падишалиғи кәлгәндә немиләр йоқ болиду?

Худа Падишалиғи кәлгәндә немиләр йоқ болиду?

«Дунияму һәм униң һәвәслириму өтүп кетиду, амма Худаниң ирадисини орунлиғучи мәңгү яшайду» (ЙОҺАННИҢ 1-ХЕТИ 2:17).

НАХШИЛАР: 55, 24

1, 2. а) Мошу зулум дуния қайси җәһәттин өлүмгә һөкүм қилинған җинайәтчигә охшаш? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.) ә) Зулум дуния йоқ болғанда әрштики вә йәрдикиләрниң һәммиси қандақ ойда болиду?

МУНДАҚ вәзийәтни тәсәввур қилип көрүң: түрминиң коридорида әң хәвплик җинайәтчини йетәкләп келиватқан күзәтчиләр: «Өлүк келиватиду!»— дәп вақираватиду. Уларниң сөзлири немини билдүриду? Җинайәтчи тирик вә төрт мүчиси сақ көрүнгини билән, у өлүм җазасиға һөкүм қилинған. Шуңа җинайәтчини өлүк дәп ейтишқа болиду * (Изаһәткә қараң.).

2 Мошу зулум дуния қандақту бир мәнада өлүмгә һөкүм қилинған бу җинайәтчигә охшаш. Муқәддәс китапта: «Дунияму өтүп кетиду»,— дәп ейтилған (Йоһанниң 1-хети 2:17). Йәһва бу дуния түзүмини йоқ қилишқа қарар қилди, шуңа биз униң һалак қилинидиғанлиғиға һеч гуман қилмаймиз. Мошу дунияниң һалак қилиниши билән һелиқи җинайәтчиниң җазалинишиниң арисида муһим бир пәриқ бар. Бәзи адәмләр җинайәтчигә чиқирилған һөкүмниң адил болғиниға шәк кәлтүрүп, уни җазадин азат қилиш үмүти билән қаршилиқ көрситиши мүмкин. Лекин Йәһва камил Сотчи болғанлиқтин, униң мошу дунияға чиқарған һөкүми интайин адил (Қанун шәрһи 32:4). Бу җаза һечқачан кейингә қалдурулмайду. Бу түзүм йоқ болғандин кейин, әрштики вә йәрдикиләрниң һәммиси Йәһваниң һөкүми тоғра болғини билән келишиду. Шу чағда һөкүм сүридиған йеникчиликни тәсәввур қилиңа!

3. Худаниң Падишалиғи кәлгәндә қандақ төрт нәрсә йоқ болиду?

3 «Өтүп кетиватқан» «дуния» өз ичигә немини алиду? У өз ичигә бүгүнки күндә һаятниң айрилмас қисми болуп қалған яман нәрсиләрни алиду. Пат арида уларниң һәммиси йоқ болиду. Буни «Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрниң» бир қисми дәп ейтишқа болиду (Мәтта 24:14). Бу мақалидә Худаниң Падишалиғи кәлгәндә, йоқ болидиған төрт нәрсини қараштуримиз: зулум адәмләр, парихор тәшкилатлар, яман ишлар вә начар шараитлар. Мошуларниң һәрбирини қараштурғанда, мону һәққидә көпирәк билимиз: 1) улар бизгә қандақ тәсир қилиду? 2) Йәһва Худа немә қилмақчи? 3) зулумлар һалак болғанда, кимләр аман қалиду?

ЗУЛУМ АДӘМЛӘР

4. Зулум адәмләр бизгә қандақ тәсир қилиду?

4 Зулум адәмләр бизгә қандақ тәсир қилиду? Әлчи Паул ахир заманда «адәттин ташқири қийин вақитлар» болидиғанлиғини ейтқан. Андин кейин: «Явуз һәм ялғанчи адәмләр... барғансири техиму рәзиллишип кетиду»,— дәп қошқан (Тимотийға 2-хәт 3:1—5, 13). Сиз бу бәшарәтлик сөзләрниң орунлиниватқанлиғини көрүватамсиз? Көпчилигимиз шәпқәтсиз, милләтчи вә қатил адәмләрниң қолидин азап чәккәндимиз. Уларниң бәзилири яман ишлирини йошурмайду. Башқилири өзини адәмләргә ярдәм қилидиғандәк көрсәтсиму, әмәлийәттә уларниң нийити қара. Биз қилмишниң қурбини болмисақму, рәзил адәмләр бизгә йәниму тәсир қилиду. Уларниң балиларға, яшанғанларға вә башқа һимайисиз адәмләргә қандақ зулумлуқ қиливатқанлиғини аңлиғанда, чечимиз тик туриду. Бу зулум адәмләр һайванлардәк яки һәтта җинлардәк, вәһший ишларни қилиду (Яқуп 3:15). Бәхиткә яриша, Йәһваниң Сөзи көңлүмиздә үмүт отини яқиду.

5. а) Зулум адәмләрдә һазирғичә қандақ мүмкинчилик бар? ә) Яман йолдин қайтишни халимиғанлар билән немә болиду?

5 Йәһва Худа немә қилмақчи? Бүгүнки күндә Йәһва зулум адәмләргә өзгиришкә мүмкинчилик бериватиду (Йәшая 55:7). Гәрчә бу түзүмгә һөкүм чиқирилған болсиму, уларға ахирқи һөкүм техи чиқирилмиди. Бүйүк апәткичә бу дунияниң тәрәпдари болуп, өзгәргүси кәлмигән адәмләрни немә күтиватиду? Йәһва йәрни зулумлардин тазилайдиғанлиғини вәдә қилди (Зәбур 37:10ни оқуң). Һазир нурғун адәмләр яман ишларни йошурун қилғанлиқтин, пат-пат җазадин қутулуп қалиду (Аюп 21:7, 9). Лекин Муқәддәс китапта мундақ әскәртиш бар: «Униң нәзәри адәмниң йоллириниң үстидә туриду вә У инсанниң һәммә қәдәмлирини көрүп жүриду. Шуңа әскилик қилғучиларға йошурунғидәк һеч қараңғулуқ йоқтур, һәтта өлүмниң сайисидиму улар йошуруналмайду» (Аюп 34:21, 22). Демәк, Йәһвадин йошурунуш мүмкин әмәс. Худа зулумларниң һәммә ишлирини көрүп туриду. Һар-Магедондин кейин зулумларниң орниға қарап, һечкимни тапалмаймиз. Улар тамамән йоқ қилиниду (Зәбур 37:12—15).

6. Зулумлар һалак болғанда, кимләр аман қалиду вә немишкә буни хуш хәвәр дейишкә болиду?

6 Зулумлар һалак болғанда, кимләр аман қалиду? Йәһва мундақ вәдә қилған: «Мөмүнләр зәмингә мираслиқ қилиду вә арамбәхшниң чәксизлигидин һузурлиниду». Кейинирәк дәл мошу бапта: «Һәққанийлар йәр-җаһанға егә болиду вә әбәдил-әбәдкичә униңда макан тутуп яшайду»,— дегән сөзләрни оқуймиз (Зәбур 37:11, 29). Мошу айәттики «мөмүнләр» билән «һәққанийлар» дегәнләр ким? Мөмүнләр дегинимиз, Йәһвадин тәлим елип, униңға бойсунидиған кәмтәр адәмләр. Һәққанийлар болса, Худаниң көз алдида тоғра нәрсиләрни қилишни яхши көридиғанлар. Мошу дунияда һәққанийларға қариғанда, зулумлар нәқәдәр көп. Амма йеңи дунияда пәқәт мөмүн вә һәққаний адәмләр һаят кәчүриду вә улар йәрни җәннәткә айландуриду!

ПАРИХОР ТӘШКИЛАТЛАР

7. Парихор тәшкилатлар бизгә қандақ тәсир қилиду?

7 Парихор тәшкилатлар бизгә қандақ тәсир қилиду? Мошу дуниядики рәзилликкә көпинчә айрим адәмләр әмәс, тәшкилатлар җавапкар. Диний тәшкилатлар миллионлиған адәмләрни алдап келиватиду. Мәсилән, улар Худаниң ким екәнлиги, йәрниң вә адәмзатниң келәчиги һәққидә ялған ейтиду вә Муқәддәс китапқа ишинишкә болмайду дәйду. Чирип кәткән һөкүмәтләр хәлиқләр арисидики җедәлләрни башлайду вә уруш отини туташтуриду, шундақла кәмбәғәлләр билән һимайисизләргә зорлуқ қилиду. Мошундақ һөкүмәтләр пара елип, үз-хәтир билән қанунсизлиқ қилғанлиқтин, бай вә күчлүк болиду. Ачкөз тәшкилатлар болса, әтрап-муһитни булғап, тәбиий байлиқни вәйран қилиду, шундақла бирнәччә адәмни бай қилиш үчүн, хәлиқни пайдилиниду. Ениқки, бу дуниядики көп азап-оқубәтләргә парихор тәшкилатлар җавапкар.

8. Муқәддәс китапқа бенаән, көпчиликкә тәврәнмәс болуп көрүнгән бүгүнки тәшкилатлар билән немә болиду?

8 Йәһва Худа немә қилмақчи? Бүйүк апәт сәясий күчләрниң Муқәддәс китапта Бүйүк Бабил дәп аталған паһишигә, йәни ялған диний тәшкилатларниң һәммисигә, қарши чиқиши билән башлиниду (Вәһий 17:1, 2, 16; 18:1—4). Мошу диний тәшкилатлар йилтизи билән йоқ қилиниду. Лекин башқа парихор тәшкилатлар билән немә болиду? Худа Сөзидә улар күчлүк һәм тәврәнмәс тағлар вә араллар билән селиштурулиду (Вәһий 6:14ни оқуң). Амма Муқәддәс китапта Худа Падишалиғини яқлимиған һөкүмәтләр вә башқа тәшкилатлар вәйран болидиғанлиғиму йезилған. Бу бүйүк апәтниң ахирқи қисми болиду (Йәрәмия 25:31—33). Андин кейин бирму парихор тәшкилат болмайду!

9. Немишкә йеңи йәрдә яхши тәртип болидиғанлиғиға ишәнч қилалаймиз?

9 Парихор тәшкилатлар немә билән алмаштурилиду? Һар-Магедондин кейин йәрдә қандақту бир тәшкилат боламду? Муқәддәс китапта: «Биз Униң вәдисигә бенаән, һәққанийлиқ һөкүм сүридиған йеңи асман билән йеңи йәрни күтүватимиз»,— дәп йезилған (Петрусниң 2-хети 3:13). Кона асман билән йәр парихор һөкүмәтләр вә уларниң қол астидики адәмләрни билдүриду. Улар һалак қилинғанда, орнини немә егиләйду? «Йеңи асман билән йеңи йәр». «Йеңи асман» йеңи һөкүмәтни, йәни Әйса Мәсиһ вә униң билән биллә һөкүмранлиқ қилидиған 144000 адәмдин ибарәт болған Падишалиқни билдүриду. «Йеңи йәр» болса, Худа Падишалиғиниң қол астидики адәмләрни билдүриду. Әйса вә униң билән биллә һөкүм қилидиғанлар тәртипниң Худаси болған Йәһваға мукәммәл түрдә тәқлит қилиду. (Коринтлиқларға 1-хәт 14:33). Шундақ қилип, «йеңи йәр» яхши тәшкилләндүрүлүп, йәр йүзидики һәммә ишни қолға алидиған лаяқәтлик әр кишиләрдин ибарәт болиду (Зәбур 45:16). Улар Мәсиһ вә 144000ниң рәһбәрлигигә мас һәрикәт қилиду. Тәсәввур қилип көрүң, һазирқи парихор тәшкилатларниң орниға һечқачан бузулмайдиған бирла өм тәшкилат болиду.

ЯМАН ИШЛАР

10. Сиз туриватқан җайда қандақ яман ишлар кәң тарқалған вә бу өзүңизгә һәм аилиңизгә қандақ тәсир қилиду?

10 Адәмләрниң яман ишлири бизгә қандақ тәсир қилиду? Биз әхлақсизлиқ, ялғанчилиқ вә вәһший зораванлиққа толған дунияда яшаватимиз. Бу дунияниң оюн-тамашә түрлиридә шундақ нәрсиләр йеқимлиқ көрситилип, Йәһваниң неминиң тоғра, неминиң натоғра екәнлигигә тегишлик өлчәмлири заңлиқ қилиниду (Йәшая 5:20). Болупму, ата-анилар җан көйдүрүп, балилирини мошундақ яман тәсирдин қоғдиши керәк. Әмәлийәттә, һәқиқий мәсиһийләрниң һәммиси Худаниң өлчәмлирини аяқ асти қилидиған бу дунияда Йәһва билән мунасивитини сақлаш үчүн күчини айимай күришиши керәк.

11. Йәһваниң Содом вә Гоморриға чиқарған һөкүмидин қандақ савақ алимиз?

11 Йәһва Худа немә қилмақчи? Йәһваниң Содом вә Гоморра шәһәрлиридики зулумлуқ билән немә қилғанлиғини көрәйли (Петрусниң 2-хети 2:6—8ни оқуң). Һәққаний адәм Лут билән униң аилиси өп-чөрисидики адәмләрниң зулум иш-һәрикәтлирини көрүп, һәсрәт чәккән еди. Йәһва учиға чиққан әхлақсизлиқни тохтитиш үчүн, шу әтрапниң һәммә шәһәрлирини вәйран қилди. У вәйран қилипла қоймай, рәзил адәмләр билән «келәчәктә немә йүз беришини көрсәткән». Йәһва шу заманда әхлақсиз ишларниң йилтизини чапқандәк, мошу дунияни йоқ қилғандиму, шундақ қилиду.

12. Мошу дуния йоқ болғандин кейин, қандақ ишларни қилғуңиз келиду?

12 Худа уларниң орнини немә билән алмаштуриду? Йеңи дунияда хошаллиқ әкелидиған ишлар билән бәнт болимиз. Мәсилән, биз йәрни җәннәткә айландуруп, өзүмизгә вә йеқинлиримизға өйләрни салимиз. Униңдин ташқири биз тирилгән миллионлиған адәмни қарши елип, уларни Йәһва һәққидә вә униң инсанийәт үчүн қилған ишлири һәққидә үгитимиз (Йәшая 65:21, 22; Әлчиләр 24:15). Шу чағда бизни бәхитлик қилип, Йәһвани мәдһийиләйдиған ишлар билән шуғуллинимиз.

НАЧАР ШАРАИТЛӘР

13. Ерәм беғидики исиянниң ақивети немә?

13 Начар шараитлар бизгә қандақ тәсир қилиду? Рәзил адәмләр, парихор тәшкилатлар билән яман ишларға толған бу дуния һаятниң шараити начарлишип кетишигә сәвәп болди. Уруштин, кәмбәғәлликтин, милләтчиликтин, кесәлдин вә өлүмдин зиян тартмиған ким бар? Буларниң һәммиси — Шәйтан вә Адәм ата билән Һава аниниң Йәһва Худаға қарши чиққанлиғиниң ақиветидур. Уларниң исияни һәммимизгә тәсир қилди.

14. Йәһва яман шараитлар билән немә қилиду?

14 Йәһва Худа немә қилмақчи? Бирнәччә мисални қараштурайли. Йәһва һәммә урушларни йоқ қилишқа вәдә қилған (Зәбур 46:8, 9ни оқуң). Кесәлликләр болмайду (Йәшая 33:24). «У өлүмни мәңгүгә жутувалиду!» (Йәшая 25:8). Кәмбәғәлликму өтмүштә қалиду (Зәбур 72:12—16). Йәһва көңлүмизни беарам қилидиған һәммә начар шараитларни йоқ қилиду. У һәтта Шәйтан вә униң җинлириниң яман тәсирини йоқ қилиду (Әфәсликләргә 2:2).

Урушлар, кесәлләр вә өлүм болмайдиған һаятни тәсәввур қилип көрүңа! (15-абзацқа қараң)

15. Һар-Магедондин кейин тамамән йоқ болидиған нәрсиләрниң бәзилири қандақ?

15 Урушлар, кесәлләр вә өлүм болмайдиған дунияни тәсәввур қилип көрүңа! Әскәрләр, қурал-ярақлар билән уруш қурбанлириға арналған хатирә буюмлири болмайду. Биз дохтурханилар билән дохтурларни, тиббий хадимларни, җәсәтханилар билән қәбирстанлиқларни мутләқ керәк қилмаймиз. Җинайәтләр болмиғанлиқтин, сақчиларниң, хәвп қоңғурақлириниң, һәтта қулуплар билән ачқучларниңму һаҗити болмайду! Хатирҗәмликтин айрийдиған мошундақ начар шараитларниң һәммиси тамамән йоқ болиду.

16, 17. а) Һар-Магедонда аман қалғанлар немини һис қилиду? ә) Мошу дуния йоқ болғанда аман қелишимиз үчүн немә қилишимиз керәк?

16 Начар шараитлар йоқ болғанда һаят қандақ болиду? Буни тәсәввур қилиш интайин қийин. Начар шараитта узундин бери яшап келиватқанлиқтин, уларға көнүп кәткәнлигимиз шунчиликки, уларниң бизгә қанчилик тәсир қилидиғанлиғини һис қилмай қелишимиз мүмкин. Мәсилән, төмүр йолниң бойида яшаватқанларниң поездниң авазиға қулақлири үгинип кетиши мүмкин. Әхләтханиниң қешида яшаватқанлар вақит өткәнсири униң пуриғини сәзмәй қалидиғанду. Лекин Йәһва яман шараитларниң һәммисини биртәрәп қилғанда, көңлиңиз қанчилик арам тапиду десиңизчу!

17 Баштин кәчүрүватқан қийинчилиқлар немә билән алмаштурилиду? Буниң җававини Зәбур 37:11дин тапимиз: «Мөмүнләр арамбәхшниң чәксизлигидин һузурлиниду» (Зәбур 37:11). Йәһваниң буни сиз үчүн тиләйдиғанлиғини билгиниңиз тәсәлли бериду, шундақ әмәсму?! Шундақта һазирқи қийин вақитларда Йәһва билән униң тәшкилатидин жирақлап кәтмәслигиңиз үчүн қолуңиздин кәлгән һәммини қилиң. Үмүтиңиз һәққидә чоңқур ойлап, уни қәдирләп, у һәққидә башқиларға ейтип бериң (Тимотийға 1-хәт 4:15, 16; Петрусниң 1-хети 3:15). Шу чағда дунияниң ахири кәлгәндә, аман қелип, мәңгү бәхитлик болисиз!

^ 1-абзац Өтмүштә Қошма Штатлардики бәзи түрмиләрдә шундақ адәт тарқалған еди.