Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Тәсәлли бәргүчи Худа Йәһвадин үлгә алайли

Тәсәлли бәргүчи Худа Йәһвадин үлгә алайли

«Худа... бизгә һәммә дәртлиримиздә тәсәлли бериватиду» (КОРИНТЛИҚЛАРҒА 2-ХӘТ 1:3, 4).

НАХШИЛАР: 23, 152

1. Адәм ата билән Һава ана исиян көтәргәндә, Йәһва инсанийәткә қандақларчә тәсәлли вә үмүтни бәргән?

ЙӘҺВА — тәсәлли бәргүчи Худа. Инсанийәт гуна қилип, мукәммәлликтин айрилғандин бери Йәһва уларға тәсәлли берип кәлмәктә. Адәм ата билән Һава ана Худаға қарши чиққанда, У дәрру бир бәшарәт ейтти. Яритилиш 3:15тә йезилған бәшарәтни чүшиниш уларға тәсәлли вә үмүт берәтти. Бәшарәттә Шәйтан Иблисниң вә униң һәммә рәзил ишлириниң йоқ қилинидиғанлиғи вәдә қилинған (Йоһанниң 1-хети 3:8; Вәһий 12:9).

ЙӘҺВА ҚЕДИМИЙ ХИЗМӘТЧИЛИРИГӘ ТӘСӘЛЛИ БӘРГӘН

2. Йәһва Нуһқа қандақ тәсәлли бәрди?

2 Йәһва Худа Нуһ исимлиқ хизмәтчисини қандақ илһамландурғанлиғини әскә алайли. Униң замандашлири зулум вә әхлақсиз болған, пәқәт Нуһ билән аилиси Йәһваға ибадәт қилған. Мундақ вәзийәттә яшиған Нуһ чүшкүнлүккә берилиши мүмкин еди (Яритилиш 6:4, 5, 11; Йәһуда 6). Амма Йәһва униңға давамлиқ Өзигә ибадәт қилишқа вә тоғра һәрикәт қилишқа җасарәт бәргән (Яритилиш 6:9). Йәһва Нуһқа шу зулум дунияни вәйран қилмақчи болғанлиғини ейтти вә аилиси билән аман қелиш үчүн униңға немә қилиш керәклигиниму чүшәндүрди (Яритилиш 6:13—18). У Нуһ үчүн тәсәлли бәргүчи Худа болди.

3. Йәһва Худа Йәшуаға қандақларчә тәсәлли бәрди? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

3 Кейинирәк Йәһва хизмәтчиси Йәшуани илһамландурди. Униңға муһим вәзипә тапшурулған еди. Йәшуа исраиллиқларни Вәдә қилинған йәргә башлап кириши һәм шу йәрдә яшиған хәлиқләрниң күчлүк әскәрлирини йеңип чиқиши керәк еди. Йәһва Йәшуаниң қорқунучқа берилиш сәвәплириниң көп болғанлиғини билип, Мусаға: «Йәшуани өз мәнсипигә селип: “Җүръәтлик болуп қорқмиғин” дәп уни қувәтләндүргин. Чүнки у өзи бу хәлиқниң алдида берип, сән көргән жутни уларға мирас қилип үләштүрүп бериду»,— деди (Қанун шәрһи 3:28). Андин Йәһва Өзи Йәшуани илһамландуруп, мундақ ейтқан: «Җүръәтлик болуп қорқмиғин дәп буйруғандин кейин, қорқмай туруп, җүръәтсиз болмиғин, чүнки мән Тәңриң Худавәндә сән қәйәргә барсаң, сән билән болимән» (Йәшуа 1:1, 9). Қандақ ойлайсиз, бу сөзләрни аңлиғанда, Йәшуа өзини қандақ һис қилди?

4, 5. а) Қедимда Йәһва хәлқини қандақ илһамландурған? ә) Йәһва Оғлиға қандақ тәсәлли бәрди?

4 Шундақла Йәһва Худа пүткүл хәлқини илһамландурған. Мәсилән, Бабил қуллиғидики йәһудийларниң тәсәллигә муһтаҗ болғанлиғини билип, уларниң роһини көтириш үчүн, мундақ бәшарәт ейтқан: «Қорқма, чүнки Мән сениң билән биллидурмән, у ян бу ян қарап һодуқмаңлар, чүнки Мән сениң Худайиңдурмән, Мән йәнә сени күчәйтимән, шундақ, Мән саңа ярдәмдә болимән! Дәрһәқиқәт, Мән Өзүмниң һәққанийлиғимни билдүридиған оң қолум билән йөләймән» (Йәшая 41:10). Кейин Йәһва дәсләпки мәсиһийләргиму тәсәлли бәргән вә бүгүнки таңдиму бизгә дәл шундақ тәсәлли бериду (Коринтлиқларға 2-хәт 1:3, 4ни оқуң).

5 Йәһва Өз Оғлиниму илһамландурған. Әйса чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндин кейин, асмандин: «Бу Мән мақуллайдиған Мениң сөйүмлүк Оғлум»,— дегән авазни аңлиди (Мәтта 3:17). Йәрдики хизмити давамида бу сөзләрниң Әйсаға күч бәргәнлиги сөзсиз!

ӘЙСА БАШҚИЛАРҒА ТӘСӘЛЛИ БӘРГӘН

6. Әйсаниң талант тоғрилиқ тәмсили бизгә қандақ тәсәлли бериду?

6 Әйса башқиларни садиқ болуп қелишқа дәвәт қилип, илһамландуруш арқилиқ Атисидин үлгә алди. Бу униң талант һәққидики тәмсилидин көрүниду. Әйса ғоҗайинниң һәрбир садиқ хизмәтчисигә: «Ярайсән! Сән меһрибан һәм садиқ қул екәнсән. Сән кичик нәрсигә идарә қилғанда садиқ болдуң, шу сәвәптин мән сени көп нәрсиниң үстидин қоюмән. Ғоҗайиниңниң хошаллиғини бөлүшкин»,— дегәнлигини ейтқан (Мәтта 25:21, 23). Бу сөзләр шагиртлириға тәсәлли берип, уларни Йәһваға давамлиқ садиқ хизмәт қилишқа үндиди!

7. Әйса әлчилирини, болупму Петрусни, қандақ илһамландурған?

7 Шагиртлири арисидики қайсиси әң улуқ екәнлиги һәққидә пат-пат гәп талашсиму, Әйса һәрдайим уларға сәвирчанлиқ көрсәткән. У уларни кәмтәр болушқа вә башқиларниң өзлиригә хизмәт қилишини халашниң орниға, башқиларға хизмәт қилишқа дәвәт қилған (Луқа 22:24—26). Петрус бирнәччә қетим хаталиқ өткүзүп, Әйсаниң көңлини қалдурған (Мәтта 16:21—23; 26:31—35, 75). Амма буниңға қаримастин, Әйса Петрустин ваз кечип, униңдин үмүтини үзмигән. Әксичә, униңға тәсәлли берип, һәтта башқиларни мустәһкәмләшни тапшурған (Йоһан 21:16).

ТӘСӘЛЛИ БЕРИШКӘ ТЕГИШЛИК ҚЕДИМДИКИ ВАҚИӘЛӘР

8. Хизқия қошун сәрдарлирини вә йәһудийларни қандақ қилип илһамландурди?

8 Әйсаниң үлгиси техи болмиған чағдиму, Йәһваниң хизмәтчилири башқиларни илһамландуруш керәклигини билгән. Мәсилән, Хизқияниң мисалини көрүп чиқайли. Ассурийәликләр Йерусалимға һуҗум қилмақчи болғанда, у қошун сәрдарлири вә хәлиқни жиғип, уларға тәсәлли бәргән. Хәлиқ униң «сөзидин тәскин тапти» (Тарихнамә 2-язма 32:6—8ни оқуң).

9. Башқиларға тәсәлли бериштә Аюптин қандақ үлгә алалаймиз?

9 Башқиларға тәсәлли бериш һәққидә Аюптинму үлгә алсақ болиду. Өзи тәсәллигә муһтаҗ болсиму, у башқиларни қандақ тәсәлли бериш керәклигигә үгәткән. Аюп уни илһамландурушқа кәлгәнләргә уларниң орнида болса, еғир тегидиған сөзләрни әмәс, бәлки мустәһкәмләйдиған вә дәрдигә дава болидиған сөзләрни ейтидиғанлиғини дегән (Аюп 16:1—5). Ахирида Аюп Елихудин вә Йәһваниң Өзидин тәсәлли беридиған сөзләрни аңлиди (Аюп 33:24, 25; 36:1, 11; 42:7, 10).

10, 11. а) Йиптаһниң қизи немишкә тәсәллигә муһтаҗ еди? ә) Бүгүнки күндә биз кимләрни илһамландурсақ болиду?

10 Йиптаһниң қизиму тәсәллигә муһтаҗ еди. Һаким болған атиси Йиптаһ аммонлуқларға қарши җәңгә чиқмақчи болған. Йәһва җәңдә ғәлибә қилишқа ярдәм бәрсә, у өйигә қайтқанда, биринчи болуп чиққан адәмни муқәддәс чедирда хизмәт қилишқа беридиғанлиғини вәдә қилған. Исраил хәлқи дүшмәнлирини йеңип, Йиптаһниң алдиға биринчи болуп униң ялғуз қизи чиқти. Буни көргәндә, Йиптаһ қаттиқ қайғурди. Шундақ болсиму, у сөзидин янмай, қизини муқәддәс чедирда һаятиниң ахириғичә хизмәт қилишқа әвәтиду (Һакимлар 11:30—35).

11 Бу Йиптаһ үчүн бәк қийин болғини билән, қизиға униңдинму тәс болған болса керәк. Амма қизи атисиниң вәдисини орунлашқа тәйяр болди (Һакимлар 11:36, 37). У һечқачан турмушқа чиқматти вә пәрзәнт көрәлмәтти. Демәк, аилисиниң нәсәбнамиси аяқлишатти. Йиптаһниң қизиға көп тәсәлли вә мәдәт керәк еди. Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «У вақиттин тартип Исраилниң қизлири берип, һәр жил төрт күнгичә гилиядлиқ Йиптаһ қизини яд жиғлишатти» (Һакимлар 11:39, 40). Йиптаһниң қизи билән болған вақиә Йәһваға көпирәк хизмәт қилиш үчүн той қилмай жүргән қериндашларни есимизға салиду. Уларни махтап, илһамландуримизму? (Коринтлиқларға 1-хәт 7:32—35).

ӘЛЧИЛӘР ҚЕРИНДАШЛАРҒА ТӘСӘЛЛИ БӘРГӘН

12, 13. Петрус қандақларчә қериндашлириниң етиқадини мустәһкәмлигән?

12 Өлүмидин авалқи кечиси Әйса әлчи Петрусқа мундақ дегән: «Симун, Симун, Шәйтан силәрни буғдайдәк тасқашни тәләп қилған. Лекин етиқадиң аҗизлимаслиғи үчүн, мән сән һәққидә қизғин дуа қилдим. Һәм сән йенип келип, бурадәрлириңни мустәһкәмлигин» (Луқа 22:31, 32).

Биринчи әсирдики мәсиһийләрни илһамландурған әлчиләрниң хәтлири бүгүнки күни бизгиму тәсәлли бериду (12—17 абзацларға қараң)

13 Петрус дәсләпки мәсиһийләр җамаитидә рәһбәрликни зиммисигә алғанларниң бири болған (Галатилиқларға 2:9). У қериндашларни Әллигинчи күн мәйримидики вә униңдин кейинки җасур ишлири билән илһамландурған. Көп жил хизмәт қилғандин кейин, у қериндашларға: «Силәрни илһамландуруш үчүн вә Худаниң һәқиқий инайити һәққидә ихлас билән гува бериш үчүн, Рәббимизниң садиқ хизмәтчиси Силуанниң ярдими билән силәргә қисқичә яздим. Худаниң мол меһирлигидә мәһкәм туруңлар»,— дәп язған (Петрусниң 1-хети 5:12). Петрусниң хәтлири униң заманидики мәсиһийләрни илһамландурди. Шу хәтләр Йәһваниң вәдилириниң пүтүнләй әмәлгә ашидиғанлиғини күтүп жүргән бизни техичә илһамландурмақта! (Петрусниң 2-хети 3:13).

14, 15. Әлчи Йоһан язған китаплар бизни қандақ илһамландуриду?

14 Әлчи Йоһанму дәсләпки мәсиһийләр җамаитидә рәһбәрлик қилғанларниң бири болған. У өзи язған Хуш хәвәрдә Әйсаниң хизмити һәққидә баян қилған. Муқәддәс Язмиларниң бу китави мәсиһийләрни йүзлигән жил давамида илһамландуруп, бүгүнки күндә бизгиму тәсәлли бериду. Мәсилән, һәқиқий шагиртларни меһир-муһәббитидин ениқлашқа болидиғанлиғи һәққидики Әйсаниң сөзлирини пәқәт әлчи Йоһан йезип қойған (Йоһан 13:34, 35ни оқуң).

15 Йоһанниң язған үч хетидиму баһалиқ һәқиқәтләр бар. Өткүзгән хаталиқлиримиз түпәйлидин чүшкүнлүккә берилгәндә, Әйсаниң төләм қурбанлиғи «һәрқандақ гунадин тазилайду» дегән сөзләр бизгә тәскин бериду (Йоһанниң 1-хети 1:7). Әгәр өзүмизни бәрибир әйиплик һис қиливәрсәк, Йәһва «бизниң жүригимиздин улуқ» дегән сөзләр тәсәлли бериду (Йоһанниң 1-хети 3:20). Муқәддәс китап язғучилириниң ичидә пәқәт Йоһан «Худа Өзи меһир-муһәббәттур» дәп язған (Йоһанниң 1-хети 4:8, 16). Шундақла у иккинчи вә үчинчи хәтлиридә «һәқиқәттә меңиватқан» мәсиһийләрни махтиған (Йоһанниң 2-хети 4; Йоһанниң 3-хети 3, 4).

16, 17. Әлчи Паул дәсләпки мәсиһийләргә қандақ тәсәлли бәргән?

16 Әлчи Паул қериндашларға тәсәлли беришниң әҗайип үлгиси болған. Әйсаниң өлүмидин көп вақит өтмәй, әлчиләрниң көпинчиси Йерусалимда қалди. Рәһбәрлик кеңәшму шу йәрдә еди (Әлчиләр 8:14; 15:2). Йәһудийәдики мәсиһийләр аллиқачан ялғуз Худаға ишәнгән адәмләргә Мәсиһ һәққидә вәз қилип жүрди. Амма муқәддәс роһ Паулни көплигән илаһларға ибадәт қилидиған греклар, римлиқлар вә башқа хәлиқләргә вәз қилишқа әвәтти (Галатилиқларға 2:7—9; Тимотийға 1-хәт 2:7).

17 Паул һазирқи Түркия, Греция вә Италия районлириға сәпәр қилған. У шу йәрдики йәһудий әмәс адәмләргә вәз қилип, йеңи җамаәтләрни қурди. Йеңидин мәсиһий болған бу қериндашларниң әһвали асан болмиған. Өз вәтәндашлири қаршилиқ көрсәткәчкә, уларға тәсәлли керәк болған (Салоникилиқларға 1-хәт 2:14). Тәхминән 50-жиллири Паул Салоникидики йеңи җамаәткә роһни көтиридиған хәтни язди. У: «Һәр қетим дуалиримизда барлиғиңларни әскә елип, Худаға миннәтдарлиғимизни билдүримиз, чүнки биз һәрдайим силәрниң... етиқат паалийитиңларни, меһир-муһәббәт вә тәқабил әмгигиңларни әсләймиз»,— деди (Салоникилиқларға 1-хәт 1:2, 3). Шуниң билән, Паул улардин бир-биригә тәсәлли беришини өтүнүп, мундақ дәп язди: «Бир-бириңларға тәсәлли бериңлар вә бир-бириңларни мустәһкәмләңлар» (Салоникилиқларға 1-хәт 5:11).

РӘҺБӘРЛИК КЕҢӘШ БИЗГӘ ТӘСӘЛЛИ БЕРИДУ

18. Биринчи әсирдики рәһбәрлик кеңәш Филипни қандақ илһамландурди?

18 Биринчи әсирдә Йәһва рәһбәрлик кеңәш арқилиқ һәммә мәсиһийләргә, шуниң ичидә җамаәттә рәһбәрлик қилғанларғиму, тәсәлли бәргән. Мәсилән, Филип самарийәликләргә Мәсиһ һәққидә вәз қилғанда, рәһбәрлик кеңәш уни қоллиди. Улар Петрус билән Йоһанни йеңидин мәсиһий болған қериндашлар үчүн муқәддәс роһ сорап дуа қилишқа әвәтти (Әлчиләр 8:5, 14—17). Рәһбәрлик кеңәшниң ярдимини сәзгән Филип вә йеңидин мәсиһий болған қериндашларниң зор тәсәлли алғанлиғи шәк-шүбһисиз!

19. Дәсләпки мәсиһийләр рәһбәрлик кеңәштин кәлгән хәтни оқуғанда, өзини қандақ һис қилди?

19 Кейинирәк рәһбәрлик кеңәшкә бир наһайити муһим қарар қилиш һаҗәт болди: йәһудий әмәс мәсиһийләрниң йәһудийларға охшаш хәтнә қилиниши шәрт болдиму? (Әлчиләр 15:1, 2). Рәһбәрлик кеңәш муқәддәс роһ сорап дуа қилип, Язмиларниң асасида мулаһизә қилғандин кейин, әнди хәтнә қилинишниң һаҗити йоқ екәнлигини қарар қилди. Андин өз қарарини чүшәндүрүп хәт язди вә уни җамаәтләргә йәткүзүш үчүн бурадәрләрни әвәтти. Мәсиһийләр хәтни оқуғанда, униңдики «илһамландуридиған сөзләргә улар хошал болушти» (Әлчиләр 15:27—32).

20. а) Бүгүн Рәһбәрлик кеңәш һәммимизни қандақ илһамландуриду? ә) Келәрки мақалидә қандақ соални муһакимә қилимиз?

20 Бүгүнки таңда Йәһва гувачилириниң Рәһбәрлик кеңиши бәйтәлликләргә, башқиму мәхсус толуқ вақитлиқ хизмәтчиләргә вә һәммә қериндашларға тәсәлли бериду. Биринчи әсирдики қериндашларға охшаш, бизму улардин тәсәлли елип, хошал болумиз! Шундақла Рәһбәрлик кеңәш һәқиқәттин кетип қалғанларни қайтип келишкә дәвәт қилиш үчүн, 2015-жили «Йәһваға қайтип келиң» (рус) намлиқ китапчини нәшир қилди. Лекин пәқәт рәһбәрлик қилидиған бурадәрләр башқиларни илһамландуруши керәкму яки һәммимиз шундақ қилишимиз керәкму? Бу соалниң җававини келәрки мақалидә тапалайсиз.