Һәқиқий әркинликкә апиридиған йол
«Демәк, әгәр Оғул силәрни азат қилса, һәқиқәтән әркин болисиләр» (ЙОҺАН 8:36).
НАХШИЛАР: 32, 52
1, 2. а) Әркинликкә еришиш үчүн адәмләр немә қилмақта? ә) Буниң нәтиҗиси қандақ?
БҮГҮНКИ КҮНДӘ нурғун йәрләрдики адәмләр баравәр һоқуқ вә әркинлик тоғрисида пат-пат сөзләйду. Бәзи адәмләр адаләтсизлик, камситиш вә намратчилиқтин азат болушни халайду. Йәнә башқилири сөз әркинлиги, таллаш әркинлиги вә өзлири халиғандәк яшаш һоқуқи үчүн күришиду. Һәр түрлүк җайлардики адәмләр әркин болушни халайду.
2 Азатлиққа еришиш үчүн адәмләр нәмайишларға чиқип, һәтта һөкүмәткә қарши һәрикәтләрни қилиду. Амма улар һәқиқәтән өз мәхситигә қол йәткүзәмду? Яқ. Адәттә мундақ һәрикәтләр техиму көп қайғу әкелип, һәтта өлүмгә апириду. Бу Сулайман падишаниң Вәз 8:9дики сөзлириниң растлиғини испатлайду: «Адәмниң адәм үстигә һоқуқ тутқанлиғи өз-өзигә зиян».
3. Һәқиқий бәхит-саадәткә еришиш үчүн немә қилишимиз керәк?
3 Муқәддәс китапта һәқиқий бәхит-саадәткә еришиш үчүн немә қилишимиз керәклиги йезилған. Шагирт Яқуп мундақ дегән: «Ким әркинликниң мукәммәл қануниға зеһин қоюп қариса һәм униңда қалса,... бәхитлик болиду» (Яқуп 1:25). Мукәммәл қанунни Йәһва орнитиду вә У һәқиқий бәхиткә еришишимиз үчүн бизгә немә керәклигини һәммисидин яхши билиду. Йәһва Худа Адәм ата билән Һава аниға һәқиқий әркинликни бәрди. Шундақла улар бәхитлик болуши үчүн, керәклик болған һәммә нәрсә билән тәминлиди.
АДӘМЛӘР ҺӘҚИҚИЙ ӘРКИНЛИККӘ ЕГӘ БОЛҒАН ЧАҒ
4. Адәм ата билән Һава аниниң қандақ әркинлиги болди? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
4 Биз Яритилиш китавиниң 1, 2-баплиридин Адәм ата билән Һава анида қандақ әркинлик болғанлиғини билимиз. Бүгүн мундақ әркинлик инсанийәт үчүн арманла, халас. Адәм ата вә Һава анида һаҗәтлик нәрсиниң һәммиси болди, улар һечнемидин қорқмиған, һечқандақ адаләтсизликкә учримиған. Улар тамақ, иш, ағриқ вә өлүм һәққидә әнсиримигән (Яритилиш 1:27—29; 2:8, 9, 15). Лекин уларниң әркинлиги чәксиз болдиму? Көрүп чиқайли.
5. Көпчилик буниң билән келишмисиму, адәмләр әркин болуши үчүн немә һаҗәт?
5 Көп адәм ақивети тоғрисида ойлимай, халиған нәрсисини қилиш — бу һәқиқий әркинлик дәп ойлайду. Бир қамуста әркинлик сөзи «қарар қилиш вә уни әмәлгә ашуруш қабилийити» дәп чүшәндүрүлгән. Бирақ униңда һөкүмәт орнатқан чәклимиләр адаләтсиз, һаҗәтсиз вә асассиз болмиса, адәмләрниң әркин болидиғанлиғиму йезилған («The World Book Encyclopedia»). Демәк, һәрбир адәмниң әркин болуши үчүн қандақту бир чәклимиләр керәк. Ундақта чәклимиләрниң қайсиси адаләтлик, һаҗәтлик вә орунлуқ екәнлигини қарар қилишқа кимниң һоқуқи бар?
6. а) Немә үчүн пәқәт Йәһва чәксиз әркинликкә егә? ә) Адәмләр қандақ әркинликкә егә вә немә үчүн?
6 Пәқәт Йәһва Худа чәксиз, толуқ әркинликкә егә екәнлигини унтумаслиғимиз муһим. Сәвәви У һәммисини яратти вә У җаһанниң күч қудрәтлик Егиси (Тимотийға 1-хәт 1:17; Вәһий 4:11). Давут падиша Йәһваниң дәриҗисини бәк чирайлиқ сөзләр билән тәсвирлигән (Тарихнамә 1-язма 29:11, 12ни оқуң). Лекин йәр билән асмандики һәммә мәвҗудатларниң әркинлиги чәклик. Бу — нисбий әркинлик. Пәқәт Йәһва Худа чәклимиләрниң қайсиси адаләтлик, һаҗәтлик вә әқилгә мувапиқ екәнлигини қарар қилишқа һоқуқлуқ. Инсанийәтни яритиштин башлап, Йәһва Өз мәвҗудатлириниң әркинлигини чәклигән.
7. Биз қилидиған қандақ ишлар бизни хошал қилиду?
7 Адәм ата билән Һава ана әркин болсиму, әркинлиги чәклик болған. Бәзи чәклимиләр улар үчүн тәбиий нәрсә болған. Мәсилән, яшаш үчүн уларға нәпәслиниш, озуқлиниш вә ухлаш керәк еди. Бу уларниң әркинлиги болмиғанлиғини билдүрәмду? Яқ. Әмәлийәттә, Йәһва бу нәрсиләр уларға хошаллиқ билән қанаәт әкелидиғандәк орунлаштурған (Зәбур 104:14, 15; Вәз 3:12, 13). Һәммимизгә таза һава билән нәпәс елиш, өзүмиз яхши көридиған таамларни йейиш вә түндә уйқумизни қандуруш яқиду. Буларни қилғанда өзүмизни чәкләнгәндәк һис қилмаймиз. Адәм ата билән Һава аниму шундақ һис қилмиған.
8. Худа Адәм атиға вә Һава аниға қандақ ениқ буйруқ бәрди вә немишкә?
8 Йәһва Худа Адәм ата билән Һава аниға ениқ буйруқ бәрди. Худа уларға балилиқ болуп, йәрни толдурушни вә униңға Яритилиш 1:28). Бу буйруқ инсанларниң әркинлигини чәклигәнму? Әлвәттә, яқ. Бу уларға пүтүн йәрни җәннәткә, йәни мукәммәл балилири билән мәңгү яшалайдиған җайға, айландурушқа мүмкинчилик бәрди. Бу Худаниң нийити болған (Йәшая 45:18). Бүгүнки күндә бирси нека қурмаслиққа яки балилиқ болмаслиққа қарар қилса, у Худаниң ирадисигә қарши йол тутқанлиғини билдүрмәйду. Шундақ болсиму, көп адәмләр қийинчилиқларға қаримастин, той қилишни яки балилиқ болушни таллайду (Коринтлиқларға 1-хәт 7:36—38). Немишкә? Чүнки улар бәхит вә қанаәткә еришишкә үмүтлиниду (Зәбур 127:3). Әгәр Адәм ата вә Һава ана Худаға итаәтчан болған болса, улар өзлириниң нека вә аилиси билән мәңгү һузурлинатти.
ғәмхорлуқ қилишни тапшурған (ҺӘҚИҚИЙ ӘРКИНЛИКТИН ҚАНДАҚ АЙРИЛИП ҚАЛДУҚ?
9. Немишкә Яритилиш 2:17дики буйруқ адаләтсиз, һаҗәтсиз вә асассиз болмиған?
9 Йәһва Адәм ата вә Һава аниға йәнә буйруқ берип, улар итаәт қилмиса, немә болидиғанлиғини ениқ чүшәндүргән. У мундақ ейтқан: «Амма яхши билән яманни тонутидиған дәрәқтин йемә, чүнки униңдин йегән күнила чоқум өлисән» (Яритилиш 2:17). Бу буйруқ адаләтсиз, һаҗәтсиз вә асассиз болғанму? Бу Адәм ата вә Һава анини әркинликтин мәһрум қилдиму? Әлвәттә, яқ! Әмәлийәттә, көп диншунаслар Худаниң буйруғи бәк дана вә әқилгә мувапиқ болған дәп һесаплайду. Бир мутәхәссисниң ейтишичә, бу буйруқ «“пәқәт Худаниң... инсанийәт үчүн неминиң яхши екәнлигини вә пәқәт Худаниң... улар үчүн неминиң яхши әмәс екәнлигини билидиғанлиғини” көрситиду. “Яхши” нәрсиләрниң пайдисини көрүш үчүн адәмләр Худаға ишинип, бойсунуши керәк. Әгәр бойсунмиса, неминиң яхши екәнлигини... вә неминиң яхши әмәс екәнлигини өзлири қарар қилатти». Амма инсанийәт бу жүкни көтирәлмәйду.
10. Немә үчүн таллаш әркинлиги һәм неминиң яхши вә неминиң яман екәнлигини қарар қилиш һоқуқи охшаш нәрсә әмәс?
Пәқәт Йәһва Худаниң неминиң яхши вә неминиң яман екәнлигини қарар қилиш һоқуқи бар
10 Бәзиләр Йәһва Адәм атиға халиған нәрсиләрни қилишқа рухсәт қилмиған дәп һесаплайду. Амма бу адәмләр таллаш әркинлигиниң неминиң яхши вә неминиң яман екәнлигини қарар қилиш һоқуқидин пәриқлинидиғанлиғини чүшәнмәйду. Адәм ата вә Һава ана Худаға бойсунушни яки бойсунмаслиқни таллашқа әркин болған. Лекин пәқәт Йәһва Худаниң неминиң яхши неминиң яман екәнлигини қарар қилиш һоқуқи бар. «Яхши билән яманни тонутидиған дәрәқ» Адәм ата вә Һава ана үчүн буниң испати болған (Яритилиш 2:9). Таллишимизниң ақивети қандақ болидиғанлиғини дайим биливәрмәймиз вә нәтиҗиси һәрқачан яхши болиду дәпму ейталмаймиз. Шу сәвәптин адәмләр пат-пат яхши нийәт билән қарар қилсиму, бу азап-оқубәт вә қайғу һәсрәткә елип келиду (Пәнд-нәсиһәтләр 14:12). Растинла, адәмләрниң күчи чәкләнгән. Йәһва Адәм ата вә Һава аниға бу дәрәқниң мевисини йемәңлар дәп буйруғини арқилиқ һәқиқий әркинликкә еришиш үчүн, улар Униңға бойсунуши керәклигини көрсәтти. Бирақ улар немә қилишқа қарар қилди?
11, 12. Немә үчүн Адәм ата билән Һава аниниң қарари паҗиәгә әкәлди? Мисал кәлтүрүң.
11 Миң әпсуски, биринчи әр-аял Йәһваға бойсунмаслиқни таллиди. Һава ана Шәйтанниң: «Көзлириңлар ечилиду вә силәр яхши вә яманни билидиған Худадәк болисиләр»,— дегән вәдисигә ишәнди (Яритилиш 3:5). Адәм ата билән Һава аниниң таллиши, Шәйтан ейтқандәк, уларға көпирәк әркинлик әкәлдиму? Яқ, әкәлмиди. Әксичә, улар Йәһваниң рәһбәрлигини рәт қилғанлиғи һәсрәткә елип келидиғанлиғини чүшәнди (Яритилиш 3:16—19). Немишкә? Чүнки Йәһва неминиң яхши вә неминиң яман екәнлигини өзлири қарар қилишқа әркинлик бәрмигән (Пәнд-нәсиһәтләр 20:24; Йәрәмия 10:23ни оқуң).
12 Мәсилән, учқучни алайли. Мәхсәт қилған йеригә аман-есән йетиш үчүн у бәлгүләнгән йөнилиш билән маңиду. Шундақла аэропландики йол башлаш қураллирини пайдилиниду вә авиадиспетчерлар билән алақилишип, көрсәтмиләргә риайә қилиду. Әгәр учқуч көрсәтмиләргә сәл қарап, өзи халиған йәргә учса, бу ечинишлиқ паҗиәгә әкелиши мүмкин. Адәм ата вә Һава ана шундақ учқучқа охшаш, өзлири халиғандәк һәрикәт қилған. Улар Худаниң рәһбәрлигини рәт қилған. Нәтиҗисидә, улар һәсрәт чәкти. Уларниң қарари өзлириниму, әвлатлириниму гуна билән өлүмгә әкәлди (Римлиқларға 5:12). Адәм ата вә Һава ана неминиң яман вә неминиң яхши екәнлигини қарар қилмақчи болуп, көпирәк әркинликкә еришмиди. Әксичә, Йәһва бәргән һәқиқий әркинликтин айрилип қалди.
ҺӘҚИҚИЙ ӘРКИНЛИККӘ ҚАНДАҚ ЕРИШӘЛӘЙМИЗ?
13, 14. Һәқиқий әркинликкә қандақ еришәләймиз?
13 Бәзи адәмләр чәксиз әркинликкә егә болсақ, әҗайип яхши болатти дәп ойлайду. Бу һәқиқәтән шундақму? Әркинликниң яхши тәрәплири көп, лекин һечқандақ чәклимиләр болмиса, дуния билән немә болидиғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Жуқурида тилға елинған қамусқа мас, һәрқандақ тәшкилләнгән қанунлар бәк мурәккәп, чүнки қанунлар бир тәрәптин адәмләрниң әркинлигини қоғдиши, башқа тәрәптин чәкләп туруши керәк. Бу һәрдайим асан әмәс. Шу сәвәптинму, қанунларни чүшәндүрүп, уларни қоллинишқа тиришидиған қануншунаслар вә сотчиларниң сани шунчилик көп.
14 Әйса Мәсиһ һәқиқий әркинликкә қандақ еришишкә болидиғанлиғини ейтти. У: «Әгәр мениң сөзүмгә риайә қилсаңлар, шунда һәқиқәтән мениң шагиртлирим болисиләр. Силәр һәқиқәтни тонуп-билисиләр, вә һәқиқәт силәрни азатлиққа чиқириду»,— деди (Йоһан 8:31, 32). Демәк, һәқиқий әркинликкә еришиш үчүн биз икки нәрсини қилишимиз керәк. Биринчидин, Әйса үгәткән һәқиқәтни қобул қилишимиз һаҗәт. Иккинчидин, униң шагирти болушимиз лазим. Бу ишларни қилиш — һәқиқий әркинликкә ериштүридиған йол. Биз немидин әркин болимиз? Әйса: «Гуна қилған һәрбир киши — гунаниң қулидур... Әгәр Оғул силәрни азат қилса, һәқиқәтән әркин болисиләр»,— дәп ейтқан (Йоһан 8:34, 36).
15. Немә үчүн Әйса вәдә қилған әркинлик бизни һәқиқәтән азат қилалайду?
15 Әйса шагиртлириға вәдә қилған әркинлик бүгүн адәмләр халайдиған әркинликтин нәқәдәр яхши. «Әгәр Оғул силәрни азат қилса, һәқиқәтән әркин болисиләр» дегәндә, Әйса гунаниң қуллуғидин, йәни инсанийәтниң бешиға чүшкән әң еғир қуллуқтин, азат болуш һәққидә ейтқан. Биз қайси мәнада гунаниң қуллуғида? Гуна бизни яман ишларни қилишқа иштириду. Шуниң билән у бизгә тоғра дәп билидиған нәрсиләрни вә қолумиздин кәлгининиң һәммисини қилишқа тосалғу қилиду. Гуналиримиз түпәйлидин роһимиз чүшиду, қайғуримиз, азап чекимиз вә ахири өлүмиз (Римлиқларға 6:23). Әлчи Паул буни баштин кәчүрүп, гунаниң қуллуғида болуш қанчилик көп азап әкелидиғанлиғини сәзгән (Римлиқларға 7:21—25ни оқуң). Гуна пүтүнләй йоқ болғандин кейинла биз Адәм ата билән Һава анида болған һәқиқий әркинликкә еришәләймиз.
16. Биз қандақларчә һәқиқәтән әркин болалаймиз?
16 «Әгәр мениң сөзүмгә риайә қилсаңлар» дегән сөзлиридин көрүнгәндәк, Әйсаниң бизни азат қилишини халисақ, өз тәрипимиздин күч чиқирип һәрикәт қилишимиз керәк. Буниңға немә кириду? Беғишланған мәсиһийләр сүпитидә биз өзүмиздин ваз кечип, Әйсаниң өз шагиртлириға қойған чәклимилиригә бойсунушқа қарар қилдуқ (Мәтта 16:24). Әйса вәдә қилғандәк, кәлгүсидә биз төләм қурбанлиғиниң толуқ пайдисини көрүп, һәқиқий әркинликкә еришимиз.
17. а) Қандақ қилип биз һәқиқәтән бәхитлик болалаймиз? ә) Келәрки мақалидә немини муһакимә қилимиз?
17 Һәқиқәтән бәхит-саадәтлик болуш үчүн, биз Әйсаниң шагиртлири сүпитидә униң тәлимлиригә қулақ селишимиз керәк. Шундақ қилсақ, нәтиҗисидә гуна билән өлүмниң қуллуғидин пүтүнләй азат болалаймиз (Римлиқларға 8:1, 2, 20, 21ни оқуң). Келәрки мақалидә биз қолумизда бар әркинликни даналиқ билән қоллинишқа үгинимиз. Шу чағда һәқиқий әркинликниң Худаси болған Йәһвани мәңгү мәдһийиләләймиз.