16-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Қериндашларға муамилә қилишта Йәһва Худадин үлгә елиң
«Түригә [ташқи көрүнүшигә] қарап һөкүм қилишни тохтитиңлар, һөкүмиңлар адил болсун» (ЙОҺ. 7:24).
53-НАХША Инақлиқта хизмәт қилиш
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Муқәддәс китапта Йәһва тоғрилиқ қандақ тәсәлли беридиған һәқиқәт йезилған?
БАШҚИЛАРНИҢ тениңизниң рәңги, бәдән қияпитиңиз чоң-кичиклиги яки үз-көзүңизниң шәклигә қарап, сизгә һөкүм қилишини халамсиз? Әлвәттә, халимайсиз. Йәһва Худаниң пәқәт көзгә көрүнидиған нәрсиләргә асаслинип һөкүм чиқармайдиғанлиғини билиш бизгә тәсәлли бериду! Мәсилән, Самуил пәйғәмбәр Йишайниң оғуллирини көргәндә, Йәһва Худа көргән нәрсиләрни көрмигән. У Самуилға Йишайниң оғуллириниң бири Исраилниң падишаси болидиғанлиғини ейтқан. Бирақ оғуллириниң қайсиси? Самуил Йишайниң тунҗа оғли Елиябни көргәндә, у мундақ дегән: «Пәрвәрдигарниң таллиғини мошу болса керәк». Униңға Елияб падиша болушқа лайиқтәк көрүнгән еди. Лекин Йәһва Самуилға: «Униң ташқи көрүнүши билән егиз бәстигила қарима, Мән уни рәт қилдим»,— дегән. Биз буниңдин қандақ савақ алимиз? Йәһва сөзини давамлаштуруп мундақ дегән: «Мән инсан қарайдиған нәрсигә, үзигә, қаримаймән. Йәһва болса жүрәккә қарайду» (Сам. 1-яз. 16:1, 6, 7).
2. Йоһан 7:24кә асасән, немә үчүн адәмниң ташқи көрүнүшигила қарап һөкүм чиқармаслиғимиз керәк? Мисал кәлтүрүң.
2 Намукәммәл болғачқа, һәммимиз башқиларниң ташқи көрүнүшигә қарап һөкүм чиқиришқа майил (Йоһан 7:24ни оқуң). Лекин адәмләрниң ташқи көрүнүшигила қарап көп нәрсә биләлмәймиз. Мәсилән, һәтта бәк билимлик вә тәҗрибилик дохтур бемарға қарапла, көп нәрсини биләлмәйду. У бемарни диққәт билән тиңшап, бурун қандақ ағриқ билән ағриған, һазир өзини қандақ һис қилидиғанлиғини вә кесәлликниң йәнә қандақ аламәтлири бар екәнлигини билиши керәк. Дохтур бемарниң ички әзалирини тәкшүрүш үчүн, һәтта рентген нури арқилиқ сүрәткә чүшүрүшкә әвәтиши мүмкин. Ундақ қилмиғанда, дохтур бемарға натоғра давалиниш усулини йезип бериши мүмкин. Шуниңға охшаш, бизму етиқатдашларниң ташқи көрүнүшигила қарап, уларни толуқ чүшинәлмәймиз. Биз адәмниң ички дуниясини чүшинишкә һәрикәт қилишимиз керәк. Әлвәттә, биз адәмләрниң қәлбидики нийәтлирини биләлмәймиз, шуңа уларни Йәһва чүшәнгәндәк чүшинәлмәймиз. Бирақ бар күчимизни чиқирип, Йәһва Худани үлгә қилалаймиз. Қандақларчә?
3. Бу мақалидики Муқәддәс китап мисаллири Йәһвадин үлгә елишимизға қандақ ярдәм бериду?
3 Йәһва Худа Өз хизмәтчилиригә қандақ муамилә қилиду? У уларни тиңшайду. У Өз хизмәтчилириниң шараитлирини вә уларға тәсир қилған һәммә нәрсиләрни чүшиниду һәмдә уларға рәһим-шәпқәт көрситиду. Йәһваниң Юнус, Илияс, Һәҗәр вә Лутқа қандақ муамилә қилғанлиғи һәққидә мулаһизә қилип, етиқатдашларға муамилә қилғанда Йәһвани қандақ үлгә қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқайли.
КӨҢҮЛ ҚОЮП ТИҢШАҢ
4. Немә үчүн Юнус тоғрилиқ натоғра ой-пикирдә болушимиз мүмкин?
4 Юнусниң әһвалини толуқ чүшәнмигәчкә, биз уни ишәнчсиз вә һәтта садақәтсиз дәп ойлишимиз мүмкин. Йәһва Худа Юнус пәйғәмбәргә Нинәвәһ шәһиригә һөкүм хәвирини ейтишни буйриған. Бирақ бу буйруққа қулақ селишниң орниға, Юнус «Пәрвәрдигарниң йүзидин өзини қачуруш үчүн» кемигә олтирип, қариму қарши тәрәпкә қарап маңған еди (Юнус 1:1—3). Сиз Юнусқа вәзиписини орунлаш үчүн йәнә бир пурсәт берәттиңизму? Бәлким, бәрмәттиңиз. Лекин Йәһва Худа Юнусни йәнә бир мүмкинчилик беришкә лайиқ дәп һесаплиған (Юнус 3:1, 2).
5. Юнус 2:1, 2, 9да йезилған сөзләрдин Юнус тоғрилиқ немә билишкә болиду?
5 Юнусниң қандақ адәм болғанлиғи униң дуасидин көрүнгән (Юнус 2:1, 2, 9ни оқуң). Шәк-шүбһисизки, Юнус Йәһва Худаға көп қетим дуа қилған. Белиқниң қосиғида қилған дуаси Юнусниң өз вәзиписини орунлимиған қачқун әмәс, яхши адәм болғанлиғини чүшинишимизгә ярдәм бериду. Униң дуасидин у кәмтәр, миннәтдар вә Йәһва Худаға бойсунушқа қәтъий қарар қилған адәм екәнлиги көрүнүп туриду. Шу сәвәптин, Йәһва диққитини Юнусниң хаталиқлириға қаратмай, униң дуасини тиңшап, давамлиқ уни пәйғәмбәр сүпитидә ишләткән.
6. Башқиларни көңүл қоюп тиңшаш үчүн қандақ муһим сәвәпләр бар?
6 Башқиларни көңүл қоюп тиңшаш үчүн кәмтәр вә сәвирчан болушимиз керәк. Шундақ қилишниң кам дегәндә үч пайдилиқ сәвәви бар. Биринчидин, биз башқилар тоғрилиқ натоғра ой-пикирдин нери болимиз. Иккинчидин, етиқатдашниң сөзлириниң вә иш-һәрикәтлириниң сәвәвини чүшинимиз вә бу өз новитидә бизгә униңға меһир-шәпқәт көрситишимизгә ярдәм бериду. Үчинчидин, башқиларниң өз қәлбидики һис-туйғулирини йошурмай ейтишиға пурсәт бәрсәк, у өз-өзини чүшиниши мүмкин. Бәзидә адәм ички һис-туйғулирини ташқириға өз сөзлири арқилиқ ипадилимигичә, өзини ахириғичә чүшәнмәслиги мүмкин (Пәнд н. 20:5). Асиядики бир ақсақал мундақ дәйду: «Бир қетим мән һәммә сәвәпләрни билмәй туруп, бир қериндаш билән сөзләштим. Мән униңға учришиштики җаваплириниң сүпитини яхшилитиш керәклигини ейттим. Кейинирәк, мән шу қериндаш үчүн оқуш бәк қийин екәнлигини вә учришишта җавап бериш үчүн көп күч чиқиришқа тоғра келидиғанлиғини билдим». Һәрбир ақсақал үчүн нәсиһәт бериштин авал, сөзни аңлаш бәк муһим, шундақ әмәсму?! (Пәнд н. 18:13).
7. Йәһваниң Илиясқа қандақ муамилә қилғанлиғидин қандақ савақ алдиңиз?
7 Бәзи қериндашлиримиз келип чиқиши, мәдәнийити яки миҗәз-хулқи түпәйлидин һис-туйғулири һәққидә сөзләштин тартиниду. Шундақ қериндашларға ич-сирини төкүшкә қандақ ярдәм берәләймиз? Йәһва Худаниң Изабәлдин қачқан Илияс пәйғәмбәргә қандақ муамилә қилғанлиғини есимизгә алайли. Илияс Асмандики Атисиға өз һис-туйғулирини ейтип бәргичә бираз вақит өткән еди. Йәһва Худа уни көңүл қоюп тиңшиған. Кейин униңға тәсәлли берип, бәк муһим бир ишни тапшурған (Пад. 1-яз. 19:1—18). Етиқатдашлар өзлирини әркин-азадә һис қилип, биз билән сөзлишиши үчүн бираз вақит керәк болуши мүмкин. Лекин улар өзлирини әркин һис қилғандила, қәлбидә немә барлиғини чүшинәләймиз. Йәһва Худадин үлгә елип, сәвирчан болсақ, қериндашлар бизгә ишинидиған болиду. Улар бизгә ич-бағрини төкүшкә тәйяр болғанда, биз диққәт билән тиңшишимиз зөрүр.
ҚЕРИНДАШЛАР БИЛӘН ЯХШИРАҚ ТОНУШУВЕЛИҢ
8. Яритилиш 16:7—13кә асасән, Йәһва Худа Һәҗәргә қандақ ярдәм бәргән?
8 Сараһниң дедиги Һәҗәр Ибрамға хотунлуққа берилгәндин кейин ахмақлиқ билән иш-һәрикәт қилишқа башлиған. У һамилдар болғандин кейин, пәрзәнт көрмигән Сараһқа сәл қарашқа башлиған. Шу чағда Сараһ уни бозәк қилишқа башлап, Һәҗәр буниңға чидимай, қечип кәтти (Ярит. 16:4—6). Намукәммәл болғачқа, биз Һәҗәрни һакавур дәп ойлишимиз мүмкин. Лекин Йәһва Худа шундақ ойлимиған. У Һәҗәргә өз пәриштисини әвәткән. Пәриштә уни тепип, көзқаришини өзгәртишкә ярдәм бәргән вә Худаниң униңға мол бәрикәт төкидиғанлиғини ейтқан. Шу чағда Һәҗәр Йәһваниң уни көрүп, әһвалидин хәвәрдар болғанлиғини чүшәнгән. Шуңа, у бәк тәсирлинип, Йәһва Худани «көридиған Худа» дәп атиған (Яритилиш 16:7—13ни оқуң).
9. Йәһва Худа Һәҗәргә муамилә қилғанда немини нәзәрдә тутқан?
9 Йәһва Худа Һәҗәрниң қәлбидә немини көргән? У Һәҗәрниң келип чиқишини вә немиләрни баштин кәчүргәнлигини билгән (Пәнд н. 15:3). Һәҗәр ибраний аилидә яшиған мисирлиқ қиз еди. Бәлким, бәзидә у өзини ят кишидәк һис қилған вә жирақтики уруқ-туққанлирини вә ана жутини сеғинғанду. Буниңдин башқа, у Ибрамниң ялғуз аяли әмәс еди. Шу заманларда Худаниң бәзи хизмәтчилири бирнәччә аял алған еди. Амма бу Йәһваниң әсли нийити болмиған (Мәт. 19:4—6). Шуңа, шундақ аилиләрдә қизғиниш вә талаш-тартишларниң болғанлиғи һәйран қаларлиқ әмәс. Йәһва Һәҗәрниң Сараһқа һөрмәт көрсәтмигәнлигини билгән, амма шундақтиму униң келип чиқиши вә әһвалини нәзәрдә тутуп, униңға мулайимлиқ билән муамилә қилған.
10. Қериндашларни яхширақ тонуш үчүн немә қилалаймиз?
10 Бир-биримизни чүшинишкә тиришсақ, Йәһва Худани үлгә қилимиз. Қериндашларни яхширақ тонушқа тиришиң. Улар билән җамаәт учришишлиридин бурун вә улардин кейин параңлишиң, улар билән биллә вәз қилиң вә мүмкин болса, меһманға чақириң. Шундақ қилсиңиз, бәлким, соғ муамилә қилғандәк көрүнгән қериндашниң әсли уялчақ, пулпәрәс болуп көрүнгән бурадәрниң әсли меһмандост екәнлигини яки учришишларға пат-пат кечикип келидиған аилиниң қаттиқ қаршилиққа дуч келиватқанлиғини биләләйсиз (Аюп 6:29). Әлвәттә, биз «башқиларниң ишлириға чепилмаслиғимиз» керәк (Тим. 1-х. 5:13). Бирақ қериндашлиримизни вә улар немини баштин кәчүргәнлигини билиш уларни яхширақ тонушимизға ярдәм бериду.
11. Ақсақалларниң җамаәттики қериндашларни яхши билиши немә үчүн муһим?
11 Болупму ақсақаллар җамаәттики қериндашларни яхши билиши керәк. Наһийилик назарәтчи болуп хизмәт қилидиған Артур исимлиқ бурадәрниң мисалини көрүп чиқайли. Йәнә бир ақсақал билән иккиси тартинчақ бир қериндашни йоқлап барған. Артур мундақ дәйду: «Той қилип бирнәччә жилдин кейин йолдиши вапат болупту. Қийинчилиқларға қаримастин, у икки қизиға Йәһва Худани яхши көрүшни үгәткән, улар Худаға садиқ хизмәт қиливатиду. Һазир болса, көрүш қувити аҗизлишип, йәнә у чүшкүнлүккә чүшкән екән. Шундақ болсиму, униң Йәһваға болған меһир-муһәббити вә етиқади күчлүк. Биз шу қериндаштин көп нәрсиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни чүшәндуқ» (Флп. 2:3). Наһийилик назарәтчи Йәһва Худадин үлгә алған. Йәһва өз қойлирини вә уларниң дәрдини билиду (Чиқ. 3:7). Ақсақаллар җамаәттики қериндашларни яхши билсә, уларға керәклик ярдәмни берәләйду.
12. Ип Йе исимлиқ қериндаш җамаәттики бир қериндашни яхширақ тонушниң қандақ пайдисини көргән?
12 Чишиңизға тегидиған қериндаш билән йеқинирақ тонушсиңиз, уни техиму яхши чүшинәләйсиз. Бир мисални көрүп чиқайли. Асияда яшайдиған Ип Йе исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Җамаәттики бир қериндаш дайим җараңлиқ авазда сөзләтти. Мән бу бәк әдәпсиз дәп ойлиған. Бирақ униң билән вәз қилғанда, бурун ата-анисиға ярдәм бериш үчүн базарда белиқ сатқанлиғини билдим. Адәмләрниң диққитини җәлип қилиш үчүн қаттиқ авазда сөзләшкә тоғра кәлгән екән. Шу чағдила мән қериндашларни яхши чүшиниш үчүн уларниң әһвалини биливелишим керәклигини чүшәндим». Етиқатдашларни йеқинирақ билиш үчүн күч чиқиришимиз лазим. Шундақ болсиму, Муқәддәс китаптики нәсиһәткә қулақ селип, бағриңизни кәң ачсиңиз, «һәрқандақ адәмләрни» яхши көридиған Йәһва Худадин үлгә алисиз (Тим. 1-х. 2:3, 4; Кор. 2-х. 6:11—13).
МЕҺИР-ШӘПҚӘТ КӨРСИТИҢ
13. Яритилиш 19:15, 16гә асасән, Лут алдиримиғанда, пәриштиләр немә қилған вә немә үчүн?
13 Лут һаятиниң бәк муһим бир пәйтидә Йәһва Худаниң көрсәтмилиригә әмәл қилишқа алдиримиған еди. Икки пәриштә келип, униңға аилисини елип Содомдин қечип чиқишқа буйриған. Немә үчүн? Улар бу шәһәрни вәйран қилидиғанлиғини ейтқан (Ярит. 19:12, 13). Әтиси әтигәндә Лут билән өйидикилири техиғичә өйидин чиқмиған еди. Шуңа, пәриштиләр Лутни йәнә бир қетим агаһландурған. Лекин у йәнә «алдиримиған». Биз Лут Йәһваниң сөзлиригә пәрва қилмай, униңға бойсунмиған дәп ойлишимиз мүмкин. Амма Йәһва Худа Лутқа ярдәм беришни тохтатмиған. «Йәһва Лутни айиған», шуңа пәриштиләр уларни қолидин тутуп йетәкләп, шәһәрниң сиртиға чиқиривәткән (Яритилиш 19:15, 16ни оқуң).
14. Йәһва немә үчүн Лутқа меһир-шәпқәт көрсәткән болуши мүмкин?
14 Йәһва Худа Лутқа бирнәччә сәвәп түпәйлидин меһир-шәпқәт көрсәткән. У бәлким шәһәрниң сиртидики адәмләрдин қорққачқа, өйидин дәрһал чиқмиған. Башқиму хәвп-хәтәрләрму бар еди. Содомниң әтрапида қара майға толған көлчәк вә ойманлиқлар болған. Лут шу ойманлиқларға икки падишаниң чүшүп кәткәнлигини аңлиғанду (Ярит. 14:8—12). Бәлким, аилә беши сүпитидә Лут өйидикилири үчүн әнсиригән. Буниңдин башқа, у бай киши болған вә Содомда униң чирайлиқ өйи бар еди (Ярит. 13:5, 6). Әлвәттә, буларниң һечбири Лутниң дәрһал Худаға қулақ салмиғанлиғиға яхши сәвәп болмиған. Лекин Йәһва Худа Лутниң хаталиғиға диққәт қаратмай, уни «һәққаний киши» дәп һесаплиған (Пет. 2-х. 2:7, 8).
15. Бирсиниң иш-һәрикәтлиригә қарап һөкүм чиқиришниң орниға немә қилишимиз әвзәл?
15 Бирсиниң иш-һәрикәтлиригә қарап һөкүм чиқиришниң орниға, униң һис-туйғулирини чүшиниш үчүн күч чиқириң. Европида яшайдиған Вероникаму дәл шундақ қилишқа тиришқан. У мундақ дәйду: «Бир қериндашниң дайим миҗәзи яман болған. У өзини чәткә тартип жүргән. Бәзидә униң қешиға беришқа қорқаттим. Амма униң орнида болсам, мән достқа муһтаҗ болаттим дәп ойлидим. Шуңа, униң һал-әһвалини сорап турушни мәхсәт қойдум. Шу чағда, у маңа көңлидикини ейтишқа башлиди. Һазир мән уни яхширақ чүшинимән».
16. Немә үчүн биз меһир-шәпқәт көрситиш үчүн ярдәм сорап дуа қилишимиз керәк?
16 Бизни пәқәт Йәһва пүтүнләй чүшинәләйду (Пәнд н. 15:11). Шу сәвәптин, биз башқиларға Йәһва Худадәк көзқарашта болушқа вә уларға қандақ меһир-шәпқәт көрситишкә болидиғанлиғини чүшинишкә ярдәм беришини сорап дуа қилиң. Анжела исимлиқ қериндашқа дуа қилиш техиму рәһимдил болушқа ярдәм бәргән. Униңға җамаәттики бир қериндаш билән чиқишиш қийин болған. У мундақ дәйду: «Мән шу қериндашни ойлимайла тәнқит қилип, униң билән арилашмиған едим. Лекин кейин мән Йәһвадин шу қериндашқа рәһим-шәпқәтлик болушумға ярдәм беришини сорап дуа қилдим». Йәһва Худа униң дуасиға җавап бәрдиму? «Биз биллә вәз қилишқа чиқип, бирнәччә саат параңлаштуқ. Мән уни һисдашлиқ билән тиңшидим. Һазир уни бәкирәк яхши көримән, униңға ярдәм бәргүм келиду»,— дәп давамлаштурди Анжела.
17. Биз немә қилишқа бәл бағлишимиз керәк?
17 Биз бир қериндаш меһир-шәпқәт көрситишимгә лайиқ, башқиси лайиқ әмәс дәп таллисақ, тоғра болмайду. Қериндашларниң һәммиси Юнус, Илияс, Һәҗәр вә Лут дуч кәлгән қийинчилиқларға дуч кәлмәктә. Улар көп вәзийәтләрдә өз қийинчилиқлириға өзлири әйиплик. Растини ейтқанда, һәммимиз бәзидә шундақ қилимиз. Шу сәвәптин, Йәһвадин бир-биримизни чүшинишкә ярдәм соришимиз керәк (Пет. 1-х. 3:8). Биз Худаға итаәтчан болсақ, әҗайип вә һәрхил милләтләрдин тәркип тапқан дуниявий чоң аилимизниң инақ-иттипақ болушиға өз һәссимизни қошумиз. Ундақта, бир-биримизни көңүл қоюп тиңшашқа, яхширақ тонуп-билишкә вә бир-биримизгә рәһим-шәпқәт көрситишкә бәл бағлайли.
20-НАХША Учришишлиримизға бәрикәт бәр
a Намукәммәл болғачқа, биз адәмләр вә уларниң нийити тоғрилиқ дайим алдин-ала пәрәз қилишқа майилмиз. Йәһва болса, «қәлбкә қарайду» (Сам. 1-яз. 16:7). Бу мақалидә Йәһваниң Юнус, Илияс, Һәҗәр вә Лутқа меһир-муһәббәт билән муамилә қилғанлиғини көрүп чиқимиз. Бу бизгә Униңдин үлгә елип, етиқатдашлиримизға шундақ муамилә қилишимизға ярдәм бериду.
b СҮРӘТЛӘРДӘ: Яш бурадәрниң учришишқа кечикип кәлгини йеши чоңирақ бурадәрниң чишиға тәгди, лекин кейинирәк у яш бурадәрниң қатнаш һадисисигә учриғанлиғини билгән.
c СҮРӘТЛӘРДӘ: Вәзлик топ назарәтчиси авал бир қериндаш башқиларға достанә әмәс дәп ойлиған, амма кейин униң натонуш кишиләр билән сөзлишиштин хиҗаләт болидиғанлиғини чүшәнди.
d СҮРӘТЛӘРДӘ: Бир қериндаш Ибадәт өйидә башқа қериндашни көрүп, уни башқилар билән кари йоқ адәм дәп ойлиған, бирақ кейин униң билән көпирәк арилишип, өзиниң натоғра ой-пикирдә болғанлиғини чүшиниду.