Яшлар, «өз ниҗатиңларға йетишкә» интилиңлар
«Силәр һемишәм беқинғандәк... кәлгүсидиму қорқунуч һалда, әйминиш билән өз ниҗатиңларға йетиш үчүн шундақ қилиңлар» (ФИЛИПИЛИКЛӘРГӘ 2:12).
НАХШИЛАР: 41, 11
1. Немишкә чөмдүрүлүш наһайити муһим қарар? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
ҺӘР ЖИЛИ миңлиған Муқәддәс китап тәтқиқ қилғучиси чөмдүрүлүш мәрасимидин өтиду. Уларниң көпинчиси өсмүрләр яки балилар. Бәзилири һәқиқәтни кичигидин билиду. Сизму уларниң бирси болсиңиз, наһайити тоғра қарар қилдиңиз. Һәрбир мәсиһий чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүши шәрт. Чөмдүрүлүш мәрасими — қутқузулуш вә мәңгү һаятқа еришиш үчүн зөрүр қәдәм (Мәтта 28:19, 20; Петрусниң 1-хети 3:21).
2. Йәһваға беғишлиништин немишкә қорқмаслиғиңиз керәк?
2 Сиз чөмдүрүлгәндә, Йәһва сизгә көп йеңи бәрикәтләрни бәрди. Амма сиздә йеңи вәзипиләрму пәйда болди. Қандақ вәзипиләр? Чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән күни нутуқ ейтқан бурадәр: «Әйса Мәсиһниң қурбанлиғиниң асасида, сиз гуналириңизға товва қилдиңизму һәм Йәһва Худаниң ирадисини орунлаш үчүн өзүңизни Униңға беғишлидиңизму?»— дәп сориғанда, сиз «һә» дәп
җавап бәрдиңиз. Сиз Йәһвани яхши көрүшкә вә униңға хизмәт қилишни һаятиңиздики әң биринчи орунға қоюшни вәдә қилдиңиз. Шундақ җиддий вәдә бәргиниңизгә пушайман қиламсиз? Әлвәттә, яқ! Йәһваға һаятиңизни йәтәкләшкә йол бәргәнлигиңизгә һечқачан пушайман қилмайсиз. Йәһвани билмәйдиған адәмләр Шәйтан дуниясиниң бир қисми. Уларниңму, сизниңму әһвалиңиз Шәйтанни қизиқтурмайду. Әмәлийәттә, у сиз Йәһвадин ваз кечип, униң тәрипидә болсиңиз вә мәңгү яшаш үмүтидин айрилсиңиз, наһайити хошал болиду.3. Һаятиңизни Йәһваға беғишлиғиниңиз қандақ бәрикәтләргә ериштүрди?
3 Һаятиңизни Худаға беғишлап, чөмдүрүлүш мәрасимидин өткиниңиздин тартип, у сизгә қандақ бәрикәтләрни төккәнлиги һәққидә ойлинип көрүң. Сиз һаятиңизни униңға тапшурғанлиқтин, ишәнч билән: «Пәрвәрдигар мениң тәрипимдидур, мән қорқмаймән; Инсан мени немә қилалисун?»— дәп ейталайсиз (Зәбур 118:6). Худа тәрипидә болуп, у сиздин пәхирлинидиғанлиғини һис қилиштин артуқ шан-шәрәп йоқ!
ШӘХСИЙ ҖАВАПКАРЛИҚ
4, 5. а) Йәһваға болған беғишлинишиңизға қандақ қаришиңиз керәк вә немишкә? ә) Һәрқандақ яштики мәсиһийләр қандақ синақларға дуч келиду?
4 Ата-аниңиз Йәһва билән йеқин мунасивәткә егә болғанлиғи, сизниңму униң билән яхши мунасивәткә егә болидиғанлиғиңизни билдүрмәйду. Сиз ата-аниңиз билән туридиған болсиңизму, Йәһва билән мунасивәтни риваҗландуруш — шәхсий җавапкарлиғиңиз. Немишкә буни унтумаслиғимиз керәк? Һечбиримиз етиқадимизниң кәлгүсидә қандақ синилидиғанлиғини билмәймиз. Мәсилән, сиз кичик вақтиңизда чөмдүрүлгәнсиз. Лекин әнди өсмүр чеғиңизда, бурун болмиған һис-туйғулар билән қийинчилиқлар пәйда болғанду. Бир яш қиз мундақ дегән: «Адәттә, кичик бала синипдашлири билән бирсиниң туғулған күнидә тортни йемидим дәп Йәһва гувачиси болғиниға өкүнмәйду. Лекин бирнәччә жилдин кейин, өсмүрниң җинсий хумарлиғи күчәйгәндә, у Йәһваниң қанунлириға бойсунушниң әң тоғра қарар екәнлигигә пүтүнләй көз йәткүзүши керәк».
5 Лекин йеңи қийинчилиқлар яшлардила болмайду. Чоң болғанда чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәнләрниңму етиқади күтүлмигән йол билән синилиши мүмкин. Бу синақлар некасида, саламәтлик мәсилисидә яки ишида пәйда болуши еһтимал. Қанчә яшта болмисақму, һәрхил вәзийәтләрдә Йәһваға садақәтмән болуп қелишимиз керәк (Яқуп 1:12—14).
6. а) Беғишлинишиңизға тегишлик немини әстә тутушиңиз керәк? ә) Филипиликләргә 4:11—13 айәтләрдин немигә үгинәләйсиз?
6 Садиқлиғиңизни сақлаш үчүн, Йәһва Худаға қандақ вәзийәт болушидин қәтъийнәзәр, һәтта ата-аниңиз яки достлириңиз хизмәт қилиштин баш тартсиму, хизмәт қилишқа вәдә бәргәнлигиңизни унтумаң (Зәбур 27:10). Барлиқ вәзийәтләрдә Йәһваға дуа қилип, бәргән вәдиңиздә турушқа ярдәм сораң (Филипиликләргә 4:11—13ни оқуң).
7. «Қорқунуч һалда, әйминиш билән» интилиш дегән немини билдүриду?
7 Йәһва Худа сиз билән дост болушни халайду. Бирақ бу достлуқниң мәһкәм болуши вә қутқузулушқа интилиш үчүн тәр төкүш керәк. Буниңға тегишлик Филипиликләргә 2:12дә: «Кәлгүсидиму қорқунуч һалда, әйминиш билән өз ниҗатиңларға йетиш үчүн шундақ қилиңлар»,— дәп йезилған. Бу сөзләр қандақ Йәһва билән йеқин мунасивәтни сақлап, униңға һәрқандақ вәзийәттә садиқ болуп қалалайдиғанлиғимиз һәққидә ойлинишимиз керәклигини билдүриду. Һечқайсимиз бу маңа қийин әмәс дәп толуқ ишәнч билән ейталмаймиз. Һәтта Худаға көп жил давамида хизмәт қилған бәзи адәмләрниң, вападарлиғини сақлалмиғанлиғини унтумаң. Қутқузулушқа интилиш үчүн сиз немә қилалайсиз?
МУҚӘДДӘС КИТАПНИ ТӘТҚИҚ ҚИЛИШ БӘК МУҺИМ
8. Шәхсий тәтқиқ өз ичигә немини алиду вә у немишкә муһим?
8 Йәһва билән дост болуш үчүн, биз уни тиңшишимиз вә униң билән сөзлишишимиз керәк. Йәһвани тиңшашниң әң асасий йоли — Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш. Буниңға Худа Сөзини оқуш вә Муқәддәс китапқа асасланған әдәбиятларни оқуп, мулаһизә қилиш кириду. Лекин Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш мәктәптики емтиһандин өтүш үчүн мәлуматни ядлашқа охшимайду. Әксичә, бу издинип, Йәһва һәққидә йеңи нәрсиләрни тепишқа ярдәм беридиған қизиқарлиқ сәяһәткә охшаш. Сиз Йәһваға йеқинлишисиз вә уму сизгә йеқинлишиду (Яқуп 4:8).
9. Шәхсий тәтқиқ қилишқа сизгә қандақ қураллар ярдәм бериду?
9 Йәһваниң тәшкилати бизни тәтқиқ қилишқа ярдәм беридиған көплигән қураллар билән тәминләйду. Мәсилән, jw.org торбетиниң «Өсмүрләр» дегән бөлүмдики «Муқәддәс китапқа дәп аталған сәрләвһини алайли. Бу сәрләвһә сизгә Муқәддәс китаптин биливалғанлириңизни әмәлийәттә қоллинишиңизға ярдәм бериду. Шуниң билән, торбәттә « асасланған тапшурмилар»Муқәддәс китапта немә ейтилиду?» дәп атилидиған тәтқиқ қилиш қураллири бар. Улар сизгә ишәнчиңизни мустәһкәмләшкә вә башқиларға өз көзқаришиңизни чүшәндүрүшкә ярдәм берәләйду. Шәхсий тәтқиққа тегишлик қошумчә пикирләрни «Ойғиниңлар!» (рус) журналиниң 2009-жил, апрель санидики «Яшларниң соаллири. Муқәддәс китапни оқушни қандақ қилип көңүллүк қилалаймән?» намлиқ мақалидин тапалайсиз. Қутқузулушқа интилиш үчүн тәтқиқ қилишиңиз билән мулаһизә қилишиңиз муһим (Зәбур 119:105ни оқуң).
ДУАНИҢ ӘҺМИЙИТИ ЗОР
10. Немишкә чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән мәсиһийләргә дуа қилиш керәк?
10 Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғанда, биз Йәһвани тиңшаймиз һәм дуа қилғанда, униң билән сөзлишимиз. Дуани пәқәт бир адәт яки тәләй әкелидиған тиләк дәп қараштурмаслиғимиз керәк. Дуа Яратқучи билән растинла сөзлишишни билдүриду. Ойлап көрүң: Йәһва сизниң дегиниңизни тиңшашни халайду (Филипиликләргә 4:6ни оқуң). Шуңа қандақту бир сәвәп түпәйлидин әнсирисиңиз, Муқәддәс китаптики «жүкүңни Пәрвәрдигарға ташлап қой» дегән мәслиһәткә риайә қилиң (Зәбур 55:22). Миллионлиған қериндаш бу мәслиһәтниң пайдисини көрди. Сизму пайдисини көрәләйсиз!
11. Немишкә Йәһваға дайим рәхмәт ейтишимиз керәк?
11 Амма биз Йәһваға пәқәт ярдәм сораш үчүнла дуа қилмаслиғимиз керәк. Муқәддәс китап бизгә: «Миннәтдар болуңлар» дәп әслитиду (Колосилиқларға 3:15). Бәзидә қийинчилиқлиримиз һәққидә ғәм қилғанлиғимиз шунчилик, қолумизда бар яхшилиқни байқимаслиғимиз мүмкин. Шуңа, һәр күни миннәтдар болушниң кам дегәндә үч сәвәви һәққидә ойлап, улар үчүн Йәһваға дуада рәхмәт ейтиң. 12 яшта чөмдүрүлгән Абигейл исимлиқ өсмүр қиз: «Мениңчә, Йәһва — рәхмәт ейтишимға каинаттики әң лайиқ Шәхс. Биз һәр мүмкинчиликни пайдилинип, бизгә бәргән соғилар үчүн Йәһваға миннәтдарлиқ билдүрүшимиз керәк»,— дегән. Гайида Абигейл өзигә бурун аңлиған бир соални қойиду: «Йәһваға бүгүн қайси нәрсиләр үчүн миннәтдарлиқ билдүрсәм, әтисигә пәқәт шулар қалидиған болса, мениңдә немә қалатти?».
ШӘХСИЙ ТӘҖРИБИНИҢ МУҺИМЛИҒИ
12, 13. Һаятиңизда Йәһваниң меһрибанлиғини қандақ көрдиңиз? Немишкә Йәһваниң сизгә қандақ ярдәм бәргәнлиги һәққидә ойланғанлиғиңиз муһим?
12 Йәһва Давут падишаға көплигән қийин вәзийәтләрдә тәқабил турушқа ярдәм бәрди. Шуңа у: «Пәрвәрдигарниң меһрибанлиғини тетип билгин, Униңға ишинип таянған адәм немә дегән бәхитликтур!»— дегәндә, бешидин өткүзгән вақиәләр һәққидә сөзлигән (Зәбур 34:8). Бу айәтләр Йәһваниң меһрибанлиғини өз көзүмиз билән көрүшимиз керәклигини көрситиду. Сиз Муқәддәс китап вә әдәбиятларни оқуғанда һәм учришишларға қатнашқанда, Худа башқиларниң садиқ болуп қелишиға қандақ ярдәм бәргәнлигини билисиз. Лекин Йәһва билән мунаситивитиңиз күчәйгәнсири, Йәһваниң сизгә қандақ ярдәм бериватқанлиғини көрүп билишиңиз һаҗәт. Сиз Йәһваниң меһрибан екәнлигигә қандақ көз йәткүздиңиз?
Йәһваниң тәшкилатидики орнуңизни һәрдайим қәдирләң
13 Һәрбир мәсиһий Йәһваниң меһрибанлиғини өзгичә бир йол билән көргән. Йәһва һәрқайсимизни өзигә вә Оғлиға йеқинлишишқа тәклип қилди. Әйса: «Әгәр мени әвәткән Атам бирәвни маңа җәлип қилмиса, һечким маңа келәлмәйду»,— дегән (Йоһан 6:44). Йәһва сизни өзигә җәлип қилғанлиғини һис қиламсиз? Йә болмиса, «Йәһва ата-анамни өзигә җәлип қилди, мән болсам, пәқәт уларға әгишип жүримән» дәмсиз? Бирақ Йәһваға өзүңизни беғишлап, чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндә, сиз униң билән шәхсий мунасивитиңиз бар болғанлиғини көрсәттиңиз. Муқәддәс китапта: «Лекин әгәр ким Худани сөйсә, бундақ адәмни Худа тонуйду»,— дәп йезилған (Коринтлиқларға 1-хәт 8:3). Йәһваниң тәшкилатидики орнуңизни һәрдайим қәдирләң.
14, 15. Вәз қилиш етиқадиңизни мәһкәм қилишқа қандақ ярдәм бериду?
14 Шундақла Йәһва сизгә хизмәттә яки мәктәптә етиқадиңиз тоғрилиқ җасурлуқ билән ейтишқа ярдәм бәргәндә, униң меһрибанлиғини һис қилисиз. Синипдашлириңизға вәз қилиш сиз үчүн қийин болуши мүмкин. Улар қандақ инкас қайтуридиғанлиғини билмәй әнсирәйдиғансиз. Көзқаришиңизни хусусән көпчиликниң алдида чүшәндүрүш қорқунучлуқ болуши мүмкин. Сизгә немә ярдәм бериду?
15 Ишинип жүргән нәрсилириңизгә немишкә ишинидиғанлиғиңиз һәққидә ойлиниң. Тәтқиқ қилиш қураллири jw.org торбетидә ана тилиңизда бар болса, уларни қоллинишқа тиришиң. Бу қураллар немигә ишинидиғанлиғиңиз, уларға немишкә ишинидиғаниғиңиз вә буни башқиларға қандақ чүшәндүрүшкә болидиғанлиғи һәққидә ойлинишқа ярдәм бериду. Һәқиқәтән көз йәткүзсиңиз вә яхши тәйярлансиңиз, Йәһва һәққидә вәз қилишни халайсиз (Йәрәмия 20:8, 9).
16. Етиқадиңиз һәққидә җасурлуқ билән сөзләшкә немә ярдәм бериши мүмкин?
16 Яхши тәйярлансиңизму етиқадиңиз һәққидә ейтиштин тартинишиңиз мүмкин. 13 йешида чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән 18 яшлиқ бир қериндишимиз мундақ дәйду: «Мән немигә ишинидиғанлиғимни билимән, амма бәзидә оюмни чүшәндүрүшкә сөз тапалмәймән». Шу сәвәптин у һәқиқәтни әркин вә тәбиий түрдә йәткүзүшкә тиришидекән. У шундақ давамлаштуриду: «Синипдашлирим қилған ишлири тоғрисида бемалал ейтиду. Мәнму шундақ қилишим керәк. Мәсилән, “Бир күни Муқәддәс китаптин тәлим бәргәндә мошундақ вақиә болди...”— дәймән. Андин ейтқум кәлгән мавзуға өтүмән. Удул Муқәддәс китап һәққидә ейтмисамму, пат-пат синипдашлирим Муқәддәс китаптин қандақ тәлим беридиғанлиғимға қизиқиду. Бәзидә улар соалларни қойиду. Мошу усулни қолланғансири, сөз
башлаш мениң үчүн техиму асан болди. Ахирида өзүмни шунчилик бәхитлик һис қилимән!»17. Етиқадиңиз һәққидә ейтишқа йәнә немә ярдәм бериду?
17 Башқиларға һөрмәт вә шәхсий қизиқиш көрсәтсиңиз, улар сизни диққәт қоюп тиңшиши мүмкин. Кичик чеғида чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән 17 яштики Оливия мундақ дәйду: «Әгәр Муқәддәс китап һәққидә сөз қилсам, адәмләр мени динға беши билән кирип кәткән дәп ойлайду дәп қорқаттим». Кейин у башқичә ойлашқа башлиди. У қорқунучқа һәддидин ташқири берилмәй, әксичә мундақ дәп ойлиди: «Көп яшлар Йәһва гувачилири һәққидә һеч нәрсә билмәйду. Улар биздин башқа Йәһва гувачилирини билмәйду. Шуңа хуш хәвәрни қандақ қобул қилидиғанлиғи өзүмизниң иш-һәрикәтлиримизгә бағлиқ. Уялчақ болсақ, етиқадимиз тоғрисида ейтишқа хиҗаләт болсақ яки тартинсақ, улар немә ойлайду? Етиқадимиздин пәхирләнмәймиз дегән ойға келиши мүмкин. Һәтта өз-өзүмизгә ишәнмигәнлигимизни көрүп, қопал җавап беришиму еһтимал. Амма биз ишинидиғанлиғимиз һәққидә әркин вә ишәнч билән сөзлисәк, улар бизни көпирәк һөрмәтлиши мүмкин».
ҚУТҚУЗУЛУШҚА ИНТИЛИҢЛАР
18. Қутқузулушқа интилиш үчүн немә қилишиңиз керәк?
18 Мошу мақалидин көргинимиздәк, қутқузулушимизға интилиш һәрбиримиз үчүн җиддий җавапкарлиқ. Қутқузулушқа интилиш үчүн Худа Сөзини оқушиңиз, оқуғанлириңиз һәққидә чоңқур ойлинишиңиз, Йәһваға дуа қилишиңиз вә униң шәхсән сизгә қандақ ярдәм қилғанлиғи тоғрисида мулаһизә қилишиңиз зөрүр. Шундақ қилсиңиз, Йәһваниң Достуңиз екәнлигигә техиму ишәнчлик болалайсиз. Шу чағда етиқадиңиз һәққидә башқиларға ейтишқа интилисиз (Зәбур 73:28ни оқуң).
19. Қутқузулушқа интилиш үчүн немишкә қолумиздин кәлгининиң һәммисини қилиш әрзийду?
19 Әйса: «Әгәр кимду-ким мени әгәшкүси кәлсә, өзидин ваз кечип, азап түврүгини көтүрүп, дайим кәйнимдин жүрсүн», — дегән (Мәтта 16:24). Әйсаға әгишиш үчүн һәрбир мәсиһий өзини Йәһваға беғишлап, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүши лазим. Болсиму, бу қәдәм бүгүнки гөзәл һаятниң башлиниши халас вә келәчәктә Худаниң йеңи дуниясидики мәңгү һаят яшишимизға йол ачиду. Ундақта, келиңлар, қутқузулушқа интилиш үчүн қолумиздин кәлгининиң һәммисини қилайли!