Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Яшлар, Яратқучиңлар бәхитлик болушуңларни халайду!

Яшлар, Яратқучиңлар бәхитлик болушуңларни халайду!

«Барлиқ һаятиңни яхшилиқлар билән тойғуз[иду]» (ЗӘБУР 102:5).

НАХШИЛАР: 11, 4

1, 2. Келәчәккә бағлиқ қарар қобул қилғанда Яратқучиңизни тиңшаш немә үчүн даналиқтур? (Мақалиниң бешидики рәсимләргә қараң.)

 ЯШ БОЛСИҢИЗ, келәчәк тоғрисида көп мәслиһәтләрни аңлайдиғансиз. Муәллимләр, туққанлар яки башқа адәмләр көп пул тепишиңиз үчүн сизгә алий билим елиш керәк дәп ейтиши мүмкин. Амма Йәһва сизни тамамән башқа йолни таллашқа тәклип қилиду. Әлвәттә, У сизниң келәчәктә җан беқип, өзүңизни тәминләш үчүн мәктәптә яхши оқушиңизни халайду (Колосилиқларға 3:23). Лекин Худа сизниң яш чеғиңизда келәчигиңизгә тәсир қилидиған муһим қарарлар чиқириш керәклигиниму чүшиниду. Шуңа У сизгә йол-йоруқ көрситидиған принципларни бериду вә бу дунияниң ахири йеқинлишиватқанда Уни хошал қилип яшишиңизға ярдәмлишиду (Мәтта 24:14).

2 Ядиңизда тутуң, Йәһва Худа һәммини билиду. У келәчәктә немә болидиғанлиғини вә бу дунияниң ахири қачан келидиғанлиғини ениқ билиду (Йәшая 46:10; Мәтта 24:3, 36). Йәһва сизниму яхши билиду. Сизни немә хошал қилип, немә хапа қилидиғанлиғи Униңға мәлум. Инсанларниң мәслиһәтлири яхши болуп көрүнүши мүмкин, бирақ улар Муқәддәс китапқа асасланмиса, бу мәслиһәтләрни дана дәп ейтиш қийин (Пәнд-нәсиһәтләр 19:21).

ДАНАЛИҚНИҢ БИРДИНБИР МӘНБӘСИ — ЙӘҺВА ХУДА

3, 4. Адәм ата билән Һава аниниң яман мәслиһәткә қулақ салғанлиғиниң ақивети қандақ болған?

3 Яман мәслиһәтләр қедимдин тартип мәвҗут болған. Инсанларға әң биринчи яман мәслиһәтни Шәйтан бәргән. У Адәм ата билән Һава аниға һаят йолини өзлири таллиса, бәхитлигирәк болиду дәп ейтқан (Яритилиш 3:1—6). Әмәлийәттә, Шәйтан пәқәт өзинила ойлиған! У Адәм ата билән Һава ана һәм уларниң әвлатлириниң Йәһваға әмәс, униңға ибадәт қилишини халиған. Амма Шәйтан инсанийәт үчүн қилчиму яхшилиқ қилмиған. Әслидә, уларға һәммә нәрсини Йәһва бәргән. Мәсилән, Худа Адәм атиға рәпиқә, Һава аниға йолдаш вә иккисигә бир-бирини сөйүш қабилийитини соға қилған. Йәһва уларға чирайлиқ бағ, мукәммәл тән вә мәңгү яшаш имканийитини һәдийә қилған.

4 Бәк әпсуски, Адәм ата билән Һава ана Худаға итаәт қилмай, һаят бәргүчи Худа билән болған мунасивитини үзгән. Буниң ақивети интайин ечинарлиқ болған. Үзүлгән гүлгә охшаш, Адәм ата билән Һава ана аста-аста қерип, ахирида көз жумған. Уларниң гунаси түпәйлидин әвлатлири, шу җүмлидин бизму, азап чекиватимиз (Римлиқларға 5:12). Бүгүнки күндә көплигән адәмләр Худаниң сөзигә қулақ салмай, өз дегинини қилиду (Әфәсликләргә 2:1—3). Амма Муқәддәс китапта ейтилғандәк, Йәһваға қарши чиққан адәмдә һечқандақ даналиқ йоқтур (Пәнд-нәсиһәтләр 21:30).

5. Худа немигә ишәнчлик болған? Униң ишәнчиси ақландиму?

5 Йәһва Адәм ата билән Һава аниниң әвлатлири арисида Уни билип, Униңға хизмәт қилишни халайдиған адәмләр болидиғанлиғиға ишәнчлик болған. Уларниң арисида яшларму болатти (Зәбур 103:17, 18; 110:3). Яшлар Йәһва үчүн алтундәк қиммәт! Сиз уларниң бири болсиңиз, Худа беридиған бәрикәтләрдин хошаллиқ тепип, бәхитлик һаят кәчүрүватқанлиғиңиз сөзсиз (Зәбур 103:5ни оқуң; Пәнд-нәсиһәтләр 10:22). Биз бу бәриктләрниң төртини көрүп чиқимиз: роһий озуқ, яхши достлар, мәналиқ мәхсәтләр вә һәқиқий әркинлик.

РОҺИЙ ОЗУҚ

6. Немә үчүн биз роһий еһтияҗлиримизни қанаәтләндүрүшимиз керәк вә Йәһва бизгә қандақ ярдәм бериду?

6 Роһий озуққа муһтаҗ әмәс болған һайванатлардин пәрқимиз — биз Яратқучимиз һәққидә билишкә муһтаҗ (Мәтта 4:4). Худаға қулақ салсақ, биз зерәклик, даналиқ вә бәхиткә егә болумиз. Әйса: «Өзиниң роһий еһтияҗлирини чүшәнгәнләр бәхитлик»,— дәп ейтқан (Мәтта 5:3). Йәһва бизгә Муқәддәс китапни бәргән вә етиқадимизни мустәһкәмләш үчүн «садиқ һәм әқил-парасәтлик қул» арқилиқ роһий озуқ бәрмәктә (Мәтта 24:45). Әдәбиятлиримизни роһий озуқ дәп атишимизниң сәвәви — улар етиқадимизни вә Йәһва билән болған мунасивитимизни күчәйтиду. Биз мол роһий озуқтин раһәтлинимиз (Йәшая 65:13, 14).

7. Худа бериватқан роһий озуқ сизгә қандақ пайда әкелиду?

7 Роһий озуқ арқилиқ сиз даналиқ вә пәм-парасәткә еришисиз вә улар сизни көп вәзийәттә қоғдайду (Пәнд-нәсиһәтләр 2:10—14ни оқуң). Мәсилән, даналиқ вә пәм-парасәт сизгә сахта тәлимләргә, җүмлидин Яратқучи йоқ дегән ялған пикиргә, ишәнмәсликкә ярдәм бериду. Шундақла, бу сүпәтләр сизни байлиқ бәхиткә ериштүриду дегән ялғандин һимайә қилиду. Улар сизгә зиян кәлтүридиған һәвәсләр билән адәтләрдин нери турушқа күч бериду. Ундақта, даналиқ вә пәм-парасәткә егә болуш үчүн бар күчиңиз билән тиришиң. Шу чағда Йәһваниң сизни яхши көрүп, сизгә әң яхшисини тиләйдиғанлиғиға көзүңиз йетиду (Зәбур 34:8; Йәшая 48:17, 18).

8. Немә үчүн һазир Худаға йеқинлишишиңиз керәк вә бу сизгә келәчәктә қандақ пайда әкелиду?

8 Пат арида Шәйтанниң қол астидики дуния пүтүнләй йоқ қилиниду. Шу вақитта пәқәт Йәһва Худа бизни қоғдап, бизгә керәклик нәрсиләрни, шуниң ичидә йәйдиған ненимизни, бериду (Һабаккук 3:2, 12—19). Шуңа һазир Худаға йеқинлишип, униңға болған етиқадиңизни мустәһкәмлишиңиз керәк (Петрусниң 2-хети 2:9). Шу чағда, қандақ вәзийәткә дуч келишиңиздин қәтъийнәзәр, Давутқа охшаш: «Тутармән һәрдайим Пәрвәрдигарни ядимда, оң йенимда болғач У тәврәнмәсмән пәқәтла»,— дәп ейталайсиз (Зәбур 16:8).

ӘҢ ЯХШИ ДОСТЛАР

9. а) Йоһан 6:44тә йезилғандәк, Йәһва немә қилиду? ә) Башқа Гувачилар билән тонушуш немиси билән алаһидә?

9 Йәһвани билмәйдиған бир киши билән тонуштиңиз дәйли. Сиз у һәққидә немә билисиз? Бәлким, сизгә униң исми мәлум вә сиз униң ташқи көрүнүшини тәсвирәләләйсиз. Амма һәқиқәтни билидиған кишини учраштурғанда, әһвал тамамән башқичә болиду. Сиз бу кишиниң Йәһвани яхши көридиғанлиғини вә Йәһва униң қәлбидә яхши бир нәрсини көрүп, Өз аилисигә җәлип қилғанлиғини билисиз (Йоһан 6:44ни оқуң). Йәһваниң хизмәтчисиниң келип чиқиши вә мәдәнийити мәйли қандақ болсун, сиз у һәққидә көп нәрсиләрни билисиз. Униңғиму сиз тоғрисида көп нәрсә мәлум!

Йәһва сизниң садиқ достларға егә болуп, мәналиқ мәхсәтләрни қоюшиңизни халайду (9—12 абзацларға қараң)

10, 11. Йәһваниң хизмәтчилиридә қандақ ортақ нәрсә бар вә бу сизгә қандақ тәсир қилиду?

10 Сиз Йәһва гувачилириниң бири билән тонушқанда, силәрдә ортақ нәрсиләр көп екәнлигини билисиз. Мәсилән, ана тилиңиз униңкидин башқа болсиму, иккиңлар ортақ бир тилда, һәқиқәтниң сап бир тилида, сөзләйсиләр (Зәфания 3:9). Демәк, сизму, шу кишиму Худаға ишинип, охшаш әхлақий өлчәмләр бойичә яшайсиләр һәм келәчәккә болған үмүтүңлар бир. Шу сәвәптин, бир-бириңларға ишинишкә вә мәңгү үзүлмәйдиған достлуқ риштилирини бағлашқа асас бар.

11 Йәһваға ибадәт қилсиңиз, сиз сөзсиз дунияниң җай-җайлирида яшайдиған әң яхши достларни тапалайсиз. Сиз уларни техи тонумисиңизму, яхши достлириңиз бар екәнлигини билисиз! Шундақ әҗайип бәрикәт биздин башқа кимдә бар?

МӘНАЛИҚ МӘХСӘТЛӘР

12. Қандақ мәналиқ мәхсәтләрни қоюшқа болиду?

12 Вәз 11:9—12:1ни оқуң. Сизниң қандақ мәхсәтлириңиз бар? Бәлким, Муқәддәс китапни һәр күни оқушқа яки җамаәттә яхши җавап беришкә мәхсәт қойғансиз. Йә болмиса, вәз хизмитидә Муқәддәс китапни үнүмлигирәк қоллинишқа тиришиватқансиз. Яхши тәрәпкә өзгәргәнлигиңизни байқисиңиз яки буни башқилар байқиса, өзүңизни қандақ һис қилисиз? Әлвәттә, бәк хошал болисиз! Немә үчүн? Сәвәви сиз Әйсадин үлгә елип, өзүңизниң әмәс, Худаниң ирадисини орунлайсиз (Зәбур 40:8; Пәнд-нәсиһәтләр 27:11).

13. Немә үчүн мошу дунияда утуққа йетишни мәхсәт қилишниң орниға, Худаға хизмәт қилған яхши?

13 Йәһваға хизмәт қилиш һаятиңизда биринчи орунда болса, сиз бәхитлик болуп, һаятиңиз мәнаға толиду. Әлчи Паул мундақ нәсиһәт бәргән: «Чиң, тәврәнмәс болуңлар, әмгигиңлар Йәһваниң алдида бекар әмәслигини билип, һәрдайим Пәрвәрдигарниң хизмитидә көп ишләңлар» (Коринтлиқларға 1-хәт 15:58). Бирақ адәм мошу дунияда утуққа йетишни мәхсәт қилса, мәсилән, байлиқни яки нам-атақни көзлисә, у һәқиқәтән бәхитлик болалмайду. Һәтта у утуққа еришсиму, һаяти мәнасиз болиду (Луқа 9:25). Биз Сулайман падишаниң вақиәсидин савақ алалаймиз (Римлиқларға 15:4).

14. Сулайманниң вақиәсидин қандақ савақ алдиңиз?

14 Тарихтики әң бай вә әң абройлуқ киши Сулайман падиша буниң растлиғини тәкшүрмәкчи болған. У: «Әнди, мән өзәмни һәрқандақ шатлиқ билән синап, яхшилиқлардин бәһирлинәй»— дегән (Вәз 2:1—10). Шундақ қилип, у һәшәмәтлик сарайларни қурған вә үзүмзарларни тикип, гөзәл бағларни ясиған. Шуларниң һәммиси уни бәхит-саадәткә ериштүрдиму? Сулайман қилған ишлириға қарап: «Һәммиси бемәналиқ вә шамални қоғлиғандәк иш»,— деди. Кейин: «Һеч пайдиси йоқ ишлардур»,— дегән хуласә чиқарди (Вәз 2:11). Сулайманниң вақиәсидин сизму шундақ савақ алдиңизму?

15. Сизгә немә үчүн етиқат керәк вә Зәбур 32:8гә мас униң қандақ пайдиси бар?

15 Бәзи адәмләр хаталиқ өткүзүп, бурниға йемигичә савақ алмайду. Йәһва сизниң шундақ әһвалда болушиңизни халимайду. Худа сизниң Униңға қулақ селип, итаәт қилишиңизни халайду. Шундақ қилиш үчүн етиқат керәк. Амма етиқадиңизға тайинип қарар қилсиңиз, буниңға һечқачан өкүнмәйсиз. Йәһва «Униң исмиға көрситилгән меһир-муһәббитиңизни» һечқачан унтумайду (Ибранийларға 6:10). Шуңа етиқадиңизни мустәһкәмләш үчүн көп күч чиқириң. Шу чағда һаятиңизда тоғра қарарларни қобул қилисиз вә асмандики Атиңизниң сизгә әң яхши нәрсиләрни тиләйдиғанлиғини чүшинисиз (Зәбур 32:8ни оқуң).

ҺӘҚИҚИЙ ӘРКИНЛИК

16. Биз немә үчүн әркинлигимизни қәдирлишимиз вә уни даналиқ билән ишлитишимиз керәк?

16 Паул: «Йәһва Худа — Роһ, Йәһваниң роһи болған җайда әркинлик бардур»,— дәп язған (Коринтлиқларға 2-хәт 3:17). Йәһва әркинликни яхши көриду вә сизниму әркинликни яхши көридиғандәк қилип яратқан. Амма У әркинлигиңизни даналиқ билән қоллинишиңизни халайду. Шу чағда бу сизни қоғдайду. Бәлким, тәңдашлириңиз порнографияни көриду, әхлақсиз һаят кәчүриду яки хәтәрлик спорт түрлири билән шуғуллинип, һаятини хәтәргә тәвәккәл қилиду. Йә болмиса, улар спиртлиқ ичимликләргә яки наркотикларға хумар болуши мүмкин. Дәсләптә бу нәрсиләр қизиқарлиқ көрүнүши мүмкин, бирақ нәтиҗидә, еғир кесәлгә гириптар болуш, хумар болуш, һәтта өлүп кетиштәк яман ақивәткә елип келиду (Галатилиқларға 6:7, 8). Шундақ яшлар әркин яшаватимиз дәп ойлисиму, әслидә улар әркин әмәс (Титқа 3:3).

17, 18. а) Худаға итаәт қилиш бизни қандақларчә һәқиқий әркинликкә ериштүриду? ә) Адәм ата билән Һава ана қайси мәнада бизгә қариғанда көпирәк әркинликкә егә болған?

17 Худаға итаәт қилиш өзүмизгә көп пайда әкелиду. Бу саламәтлигимизгә яхши тәсир қилиду вә бизни һәқиқий әркинликкә ериштүриду (Зәбур 19:7—11). Әркинлигиңизни даналиқ билән қоллансиңиз, башқичә ейтқанда Худаниң мукәммәл қанун-принциплириға риайә қилсиңиз, Худаға вә ата-аниңизға җавапкар адәм екәнлигиңизни көрситисиз. Ата-аниңиз сизгә көпирәк ишинип, көпирәк әркинлик бериду. Пат арида Йәһва садиқ хизмәтчилиригә Язмиларда «Худаниң пәрзәнтлириниң шәрәплик әркинлиги» дәп аталған һәқиқий әркинликни беришкә вәдә қилиду (Римлиқларға 8:21).

18 Адәм ата билән Һава анида шундақ әркинлик болған. Ерәм беғида Худа уларға пәқәт бир қанунни бәргән: уларға бир дәрәқниң мевисини йейишкә мәнъий қилинған (Яритилиш 2:9, 17). Сизниңчә бу қанун адаләтсиз вә орунлашқа қийин болғанму? Әлвәттә, яқ! Ойлап беқиң, адәмләр қанчилик көп қанунларни чиқирип, уларға бойсунушни тәләп қилиду. Лекин Йәһва Худа Адәм ата билән Һава аниға бирла қанунни бәргән.

19. Йәһва билән Әйса әркин болушимиз үчүн бизгә немиләрни үгитиду?

19 Йәһва — наһайити дана Худа. У бизгә көп қанунларни беришниң орниға, меһир-муһәббәт қануниға бойсунушни сәвир-тақәт билән үгитиду. Йәһва бизни Униң принциплириға риайә қилиш вә яманлиқни өч көрүшкә үндәйду (Римлиқларға 12:9). Әйса Тағдики тәлимидә адәмләрниң яман ишларни қилидиғанлиғиниң сәвәвини чүшәндүрди (Мәтта 5:27, 28). Йеңи дунияда Худа Падишалиғиниң Падишаси сүпитидә Әйса бизни өзигә охшаш яхши билән яманни аҗритишқа үгитишни давамлаштуриду (Ибранийларға 1:9). Бизниң әқил-ойимиз билән саламәтлигимиз мукәммәл болиду. Тәсәввур қилип көрүңа, биз яман ишларни қилишқа аздурулмаймиз вә мукәммәлсизликтин азап чәкмәймиз. Шу чағда биз Йәһва вәдә қилған «шәрәплик әркинликтин» һузурлинимиз!

20. а) Йәһва әркинлигини қандақ қоллиниду? ә) Сиз Униңдин қандақ үлгә алалайсиз?

20 Шундақ болсиму, йеңи дунияда әркинлигимизниң чәклири болиду. Әгәр биздә Худаға вә башқиларға меһир-муһәббәт болса, биз бу чәкләрдин чиқмаймиз. Биз меһир-муһәббәт көрсәткәндә, Йәһвадин үлгә алимиз. Йәһваниң әркинлиги чәксиз болсиму, У һәммини меһир-муһәббәт билән қилиду. У бизгиму меһир-муһәббәт көрситиду (Йоһанниң 1-хети 4:7, 8). Демәк, биз Йәһвадин үлгә алсақла, һәқиқий әркинликкә еришәләймиз.

21. а) Давут Йәһва һәққидә немә дегән? ә) Келәрки мақалидә немини муһакимә қилимиз?

21 Сиз Йәһваниң һәммә бәрикәтлири үчүн миннәтдарму? У сизгә роһий озуқ, әң яхши достлар, мәналиқ мәхсәтләр вә келәчәктә һәқиқий әркинликкә еришиш үмүтини вә йәнә башқа әҗайип соғиларни бәрди. Бәлким, сиз Давутниң Зәбур 16:11дики: «Сән маңа һаят йолини көрситисән; Һузуруңда толуп ташқан шат-хорамлиқ бардур; Оң қолуңда мәңгүлүк бәһрә-ләззәтләрму бардур»,— дегән сөзлиригә қошулидиғансиз. Келәрки мақалидә биз Зәбурниң 16-бабидики башқиму бебаһа һәқиқәтләрни муһакимә қилимиз. Бу сизгә әң яхши һаят йолида меңишқа ярдәм бериду!