52-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Ата-анилар, балилириңларға Йәһвани яхши көрүшни үгитиңлар
«Балилар Пәрвәрдигардин [Йәһвадин] болған мирастур» (ЗӘБ. 127:3, КТ).
41-НАХША Йәһваға яш вақтиңдин хизмәт қил!
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Йәһва Худа ата-аниларға қандақ вәзипини тапшурған?
ЙӘҺВА ХУДА биринчи җүп әр-аялни балилиқ болуш арзу-истиги билән яратқан. Муқәддәс китапта: «Балилар [Йәһвадин] болған мирастур»,— дәп йезилған (Зәб. 127:3, КТ). Бу сөзләрниң мәнасини чүшиниш үчүн мундақ бир вәзийәтни тәсәввур қилип көрүң. Йеқин достуңиз сизгә көп пулни ишинип тапшурди дәйли. Сиз өзүңизни қандақ һис қилаттиңиз? Әлвәттә, достуңизниң сизгә ишәнгәнлигидин бәкму хошал болисиз. Лекин бу пулни қандақ сақлап қалимән дәп әнсирәйдиғансиз. Йәһва бизниң әң йеқин достумиз, У ата-аниларға пулдинму зор қиммәт баһа бир һәдийәни бәргән. Йәһва ата-аниларға ишәнч қилип, уларға балилириға ғәмхорлуқ қилиш вә уларни бәхитлик қилишни тапшурған.
2. Биз қайси соалларни көрүп чиқимиз?
2 Әр-аялниң балилиқ болуши яки болмаслиғи вә қачан балилиқ болушини ким қарар қилиши керәк? Ата-анилар балиларниң бәхитлик һаят кәчүрүшигә қандақ ярдәм берәләйду? Худаға хизмәт қилидиған әр-аялларниң дана қарар чиқиришиға ярдәм беридиған бирнәччә Муқәддәс китап принциплирини көрүп чиқайли.
ӘР-АЯЛНИҢ ҚАРАРИНИ ҺӨРМӘТЛӘҢ
3. а) Балилиқ болуш-болмаслиқни ким қарар қилиши лазим? ә) Әр-аялниң достлири вә аилиси Муқәддәс китаптики қайси принципни унтумаслиғи зөрүр?
3 Бәзи мәдәнийәтләрдә яшлар өй-очақлиқ болғандин кейин, тезирақ пәрзәнтлик болуши керәк дәп қарайду. Шуңа уруқ-туққанлири яки башқа адәмләр уларға қачан балилиқ болисиләр дәп бесим қилиши мүмкин. Азиядә яшайдиған Джесро: «Җамаәттики бала-чақилиқ җүпләр пәрзәнтлири йоқларға бесим қилиду»,— дәп ейтиду. Джефри исимлиқ йәнә бир азиялиқ бурадәр бәзиләрниң балилири йоқ әр-аялларға «силәргә қериғанда бир чинә чай беридиған адәм болмайду» дәп ейтидиғанлиғини байқиған. Амма һәрбир әр-аял балилиқ болуш-болмаслиқни өзи қарар қилиши лазим. Буни қарар қилиш — уларниң мәсъулийити (Гал. 6:5). Әлвәттә, достлири вә аилиси йеңидин өйләнгән қиз-жигитниң бәхитлик болушини халайду. Бирақ уларниң һәммиси пәрзәнт көрүш-көрмәсликни яш әр-аялниң өзи қарар қилиши керәклигини унтумаслиғи зөрүр (Сал. 1-х. 4:11).
4, 5. Қиз-жигит қайси икки мәсилини муһакимә қилиши керәк вә қачан? Чүшәндүрүп бериң.
4 Әр-аял балилиқ болушни қарар қилса, икки муһим соални муһакимә қилиши лазим. Биринчиси, қачан пәрзәнт көрүмиз? Иккинчиси, қанчә пәрзәндимиз болиду? Бу соалларни қачан муһакимә қилиш керәк? Немә үчүн бу икки соал бәк муһим?
5 Қиз-жигит бала-чақилиқ болуш мәсилисини той қилиштин илгири қарар қилса яхширақ болиду. Немә үчүн? Сәвәви бу мәсилидә иккисиниң ой-пикриниң бир йәрдин чиқиши бәкму муһим. Буниңдин башқа, улар бундақ мәсъулийәтни өз үстигә елишқа тәйяр болған-болмиғанлиғи һәққидә ойлинип көрүши керәк. Ата-ана болуш үчүн көп күч вә вақит чиқириш керәк болғачқа, бәзи җүпләр кам дегәндә бир-икки жилдин кейин балилиқ болушни қарар қилиду. Улар бу вақитни некалиқ турмушқа көнүш вә бир-биригә йеқинлишиш үчүн ишлитиду (Әфәс. 5:33).
6. Биз қийин вақитта яшаватқачқа, бәзи әр-аяллар немә қилишни қарар қилған?
6 Худаниң бәзи хизмәтчилири Нуһниң үч оғли вә уларниң аяллиридин үлгә елишқа бәл бағлиған. Бу үч җүп дәрһалла балилиқ болмиған (Ярит. 6:18; 9:18, 19; 10:1; Пет. 2-х. 2:5). Әйса бизниң күнлиримизни Нуһ пәйғәмбәрниң замани билән селиштурған. Бизниң «адәттин ташқири қийин» вақитта яшаватқанлиғимизға һеч гуман йоқ (Мәт. 24:37; Тим. 2-х. 3:1). Шу сәвәптин, бәзи әр-аяллар Худаға көпирәк хизмәт қилиш үчүн, һазир балилиқ болмаслиқни қарар қилишқан.
7. Луқа 14:28, 29 вә Пәнд-нәсиһәтләр 21:5тики принциплар әр-аялға қандақ ярдәм берәләйду?
7 Балилиқ болуш-болмаслиқни вә қанчә пәрзәнт көрүшни қарар қилғанда, дана әр-аял «хираҗитини һесаплап» чиқиду (Луқа 14:28, 29ни оқуң). Пәрзәнтлирини қатарға қошқан тәҗрибилик ата-аниларниң ейтишичә, бала чоң қилиш үчүн пәқәт пул әмәс, йәнә көп вақит вә күч керәк. Шуңа әр-аял мошу соаллар үстидә ойлиниши бәк муһим: Аилимизни қамдаш үчүн һәр иккимиз ишлишимиз керәк боламду? Әң керәклик нәрсиләр тоғрилиқ һәр иккимизниң ой-пикри бир йәрдин чиқамду? Иккилимиз ишлисәк, балилиримизға ким қарайду? Уларниң ой-пикри вә иш-һәрикәтлиригә ким тәсир қилиду? Бу соаллар тоғрилиқ сөзләшкәндә, әр-аял Пәнд-нәсиһәтләр 21:5тики (оқуң) нәсиһәткә қулақ салиду.
8. Әр-аял қандақ қийинчилиқларға дуч келиду вә көйүмчан әр киши немә қилиду?
8 Бала һәм дадисиниң, һәм аписиниң униңға көп күч вә вақтини бөлүшигә муһтаҗ. Шуңа балилири кәйни-кәйнидин туғулса, ата-аниларниң һәрбир балисиға ғәмхорлуқ қилиш үчүн йетәрлик вақит чиқириши қийин болуши мүмкин. Кичик балилири бар бирнәччә әр-аял немә қилишини билмигәнлигини ейтқан. Аписи дайим һерип-чарчап жүрүши мүмкин. Бу униң тәтқиқ қилиш, дайим вәз ишиға қатнишиш вә дуа қилишиға тәсир қиламду? Униң үчүн учришишларниң мәзмунлирини диққәт билән тиңшаш вә шулардин пайда елиш қийин боламду? Әлвәттә, көйүмчан әр киши аялиға қолидин кәлгиничә ярдәм бериш үчүн учришишлардиму, өйидиму балиларға қарайду. Мәсилән, у өй ишлирини қилишқа ярдәм берәләйду. Аилә беши өйидикиләрниң һәммисиниң аиләвий ибадәттин пайда елиши үчүн күч чиқириду вә аилә әзалири билән дайим вәз хизмитигә чиқип туриду.
БАЛИЛАРҒА ЙӘҺВАНИ ЯХШИ КӨРҮШНИ ҮГИТИҢ
9, 10. Балиларниң Йәһвани сөйүшни үгинишигә ярдәм бериш үчүн ата-анилар немә қилалайду?
9 Ата-анилар балилириниң Йәһвани сөйүшни үгинишигә қандақ ярдәм берәләйду? Улар балилирини бу рәзил дунияниң тәсиридин қандақ қоғдалайду? Буниң бирнәччә усулини көрәйли.
10 Йәһваға дуа қилип ярдәм сораң. Шимшонниң ата-аниси Мануһ вә униң аялиниң үлгисини көрүп чиқайли. Мануһ аялиниң оғул туғидиғанлиғини билгәндә, Йәһвадин балисини тәрбийиләш тоғрилиқ йол-йоруқ сориған.
11. Һакимлар 13:8гә асасән, ата-анилар Мануһниң үлгисидин немини үгинәләйду?
11 Босния вә Герцеговинада яшайдиған Нихад вә Альма исимлиқ әр-аял Мануһтин үлгә алған. Улар мундақ дәйду: «Мануһқа охшаш, бизму Йәһваға дуа қилип, яхши ата-ана болушимизға ярдәм беришини соридуқ. Йәһва Худа дуалиримизға һәрхил йолларда, мәсилән Муқәддәс китап вә униңға асасланған әдәбиятлар, учришишлар вә конгресслар арқилиқ җавап бәргән» (Һакимлар 13:8ни оқуң).
12. Йүсүп билән Мәрийәм балилириға қандақ үлгә көрсәткән?
12 Үлгиңиз билән үгитиң. Әлвәттә, ейтқан гәп-сөзлириңларниң балиларға қилған тәсири күчлүк, амма иш-һәрикәтлириңлар уларға техиму чоңқурирақ тәсир қилиду. Шәк-шүбһисизки, Йүсүп билән Мәрийәм балилириға, шу җүмлидин Әйсаға, яхши үлгә көрсәткән. Йүсүп аилисини беқиш үчүн тәр төкүп әмгәк қилған. Йәнә у өйидикилирини Йәһваға хизмәт қилишни яхши көрүшкә дәвәт қилған (Қ. шәр. 4:9, 10). Гәрчә қанунда Өтүп кетиш һейтини өткүзүш үчүн «һәр жили» Йерусалимға аилисини биргә елип бериш тәләп қилинмисиму, Йүсүп аилиси билән баратти (Луқа 2:41, 42). Бәлким, шу заманда яшиған бәзи аилә башлири пүтүн аилиси билән шундақ сәпәргә чиқишни бәк җапалиқ, көп пул вә вақит тәләп қилиду дәп ойлиғанду. Амма Йүсүп роһий нәрсиләрни қәдирлигән вә балилириғиму шундақ қилишни үгәткән. Мәрийәмму Муқәддәс Язмиларни убдан билгән охшайду. У гәп-сөзлири вә иш-һәрикәтлири билән балилириға Худаниң Сөзини яхши көрүшни үгәткәнлиги сөзсиз.
13. Бир әр-аял Йүсүп вә Мәрийәмдин қандақ үлгә алған?
13 Жуқурида тилға елинған Нихад вә Альма Йүсүп билән Мәрийәмни үлгә қилишни халиған. Бу уларниң оғлиға Йәһвани яхши көрүшни вә Униңға хизмәт қилишни үгитишигә қандақ ярдәм бәргән? Улар мундақ дәйду: «Биз оғлумизға Йәһваниң принциплири бойичә яшашниң қанчилик яхши екәнлигини өз үлгимиз билән көрситишкә тириштуқ». Нихад йәнә: «Балиңизниң қандақ адәм болушини халисиңиз, өзүңиз шундақ адәм болуң»,— дегән.
14. Немә үчүн ата-ана балилириниң ким билән арилишидиғанлиғини билиши муһим?
14 Балилириңизға яхши достларни таллашқа ярдәм бериң. Ата-ана һәр иккиси балилириниң достлири ким вә улар вақитни қандақ өткүзидиғанлиғидин хәвәрдар болуши керәк. Демәк, ата-ана пәрзәнтлириниң иҗтимаий алақә тори вә янфон арқилиқ ким билән арилишидиғанлиғини билиши муһим. Чүнки достлири балиларниң ой-пикри вә иш-һәрикәтлиригә тәсир қилиду (Кор. 1-х. 15:33).
15. Ата-анилар Джессиниң үлгисидин немини үгинәләйду?
15 Ата-ана компьютер яки янфонларни яхши чүшәнмисә, немә қилалайду? Филипинда яшайдиған Джесси исимлиқ бир ата: «Биз электронлуқ қурулмиларниң тилини билмәттуқ. Лекин бу бизни балилиримизни улар дуч келиши мүмкин хәтәрләр тоғрилиқ агаһландуруштин тохтатмиди»,— дәйду. Джесси электронлуқ қурулмиларни яхши билмисиму, балилириға уларни қоллинишқа рухсәт қилған. У мундақ чүшәндүриду: «Мән балилиримни электронлуқ қурулмиларни йеңи тилни үгиниш, учришишларға тәйярлиқ қилиш вә һәр күни Муқәддәс китапни оқуш үчүн ишлитишкә үндидим». Ата-ана болсиңиз, балилириңиз билән jw.org® торбетиниң «Өсмүрләр» дегән сәһиписидики учур әвәтиш вә сүрәтләрни торға чиқириш тоғрилиқ мәслиһәтләрни оқуп, муһакимә қилдиңизму? Балилириңиз билән «Ким ғоҗайин: сиз яки электронлуқ қурулмиңиз?» вә «Иҗтимаий торлар» дегән видеоларни көрдүңизму b? Бу мәлуматлар балилириңизға электронлуқ қурулмилардин даналиқ билән пайдилинишни үгитишиңизгә ярдәм бериду (Пәнд н. 13:20).
16. Нурғун ата-анилар немә қилған вә буниң нәтиҗиси қандақ болған?
16 Нурғун ата-анилар балилириниң Йәһваға хизмәт қилишта яхши үлгә болидиған қериндашлар билән арилишиши үчүн шараит яритишқа тиришиду. Мәсилән, Кот-д’Ивуарда яшайдиған Ндени вә Бомен пат-пат наһийилик назарәтчини өйидә қонушқа тәклип қилған. Ндени мундақ дәйду: «Бу оғлумизға бәк яхши тәсир қилған еди. У пионерлиқ хизмәтни башлиған, һазир болса наһийилик назарәтчиниң орунбасари болуп хизмәт қиливатиду». Сизму балилириңизниң шундақ достлири болушиға көңүл бөләмсиз?
17, 18. Ата-анилар балилирини тәрбийиләшни қачан башлиши керәк?
17 Балиларни бовақ чеғидин тәрбийиләң. Ата-ана балилириға тәлим-тәрбийәни қанчә балдур башлиса, шунчә яхши (Пәнд н. 22:6). Әлчи Паул билән сәпәр қилған Тимотийниң мисалини көрүп чиқайли. Тимотийниң аниси Әвникә билән момиси Лоидә уни «бовақ чеғидин» тәрбийилигән (Тим. 2-х. 1:5; 3:15).
18 Жан-Клод вә Пис дегән Кот-д’Ивуарлиқ йәнә бир җүп әр-аялниң алтә балисиниң һәммиси Йәһваға хизмәт қилиду. Уларниң өз пәрзәнтлиригә Йәһва Худани яхши көрүшни үгитишигә немә ярдәм бәргән? Улар Әвникә билән Лоидәдин үлгә алған. Жан-Клод вә Пис мундақ дегән: «Биз Худа Сөзини балилиримизға бовақ чеғидин, йәни улар туғулуп узун өтмәй сиңдүрүшни башлидуқ» (Қ. шәр. 6:6, 7).
19. Худа Сөзини балиларға «сиңдүрүп үгитиш» немини билдүриду?
19 Худа Сөзини балиларға «сиңдүрүп үгитиш» немини билдүриду? Бу дегинимиз, балиларға бирнәрсини қайта-қайта ейтиш арқилиқ есигә селиш вә тәлим беришни билдүриду. Буниң үчүн ата-анилар кичик балилири билән дайим вақит өткүзүши керәк. Бәзидә ата-анилар балилириға бир нәрсини қайта-қайта ейтиштин зерикиши мүмкин. Лекин ата-анилар буни балилириға Худа Сөзини чүшинип, уни әмәлийәттә қоллинишқа ярдәм беришниң пурсити дәп қариши керәк.
20. Зәбур 127:4тики сөзләрни бала тәрбийиләштә қандақ қоллинишқа болиду? Чүшәндүрүң.
20 Балилириңизни яхши билиң. Балилар оқя оқлири билән селиштурулған (Зәбур 127:4ни оқуң). Оқлар һәр түрлүк материаллардин, һәрхил шәкилдә вә чоң-кичикликтә ясилиду. Балиларму бир-биригә охшимайду, шуңа ата-анилар һәрбир балисиға қандақ тәлим-тәрбийә беришни билиши керәк. Израильда яшайдиған бир җүп икки балисини қатарға қошуп, Йәһваға хизмәт қилишиға ярдәм бәргән. Бу бир җүп балилириға тәлим-тәрбийәни қандақ үнүмлүк сиңдүрәлигән? Улар мундақ дәйду: «Муқәддәс китапни һәрбир балимизға айрим-айрим үгитәттуқ». Әлвәттә, һәрхил аилиниң вәзийити охшимайду, шуңа һәр аилә беши балилири билән Муқәддәс китапни қайси усулда үгинишни өзи қарар қилиду.
ЙӘҺВА СИЗГӘ ЯРДӘМ БЕРИДУ
21. Йәһва Худа ата-аниларға қандақ ярдәм бериду?
21 Бәзидә ата-анилар үчүн балилирини тәрбийләш интайин қийин болсиму, улар балиларниң Йәһва Худаниң һәдийәси екәнлигини чүшиниду. Йәһва ата-аниларға ярдәм беришкә һәрқачан тәйяр. У ата-аниларниң дуалирини дайим тиңшайду вә дуалириға Муқәддәс китап, әдәбиятлиримиз вә җамаәттики башқа тәҗрибилик ата-аниларниң мәслиһәтлири арқилиқ җавап бериду.
22. Ата-анилар балилириға берәләйдиған әң яхши нәрсиләр немә?
22 Бәзиләрниң ейтишичә, балини қатарға қошуш үчүн 20 жил вақит керәк. Бирақ ата-ана һәрқачан ата-ана болуп қалиду. Ата-ана балилириға берәләйдиған әң яхши нәрсиләр — меһир-муһәббәт, вақит вә Муқәддәс китапқа асасланған тәлим. Һәрбир бала тәлим-тәрбийигә охшимайдиған инкас қайтуриду. Бирақ нурғун балилар Азиядә яшайдиған Джоанна Маниң сөзлиригә қошулиду. У мундақ дегән: «Ата-анам бәргән тәрбийә тоғрилиқ ойлиғанда, уларниң мени тоғра йолға селип, Йәһвани яхши көрүшни үгәткәнлиги үчүн бәк миннәтдармән. Улар мени пәқәт бу дунияға кәлтүрүпла қалмай, маңа мәналиқ һаят кәчүрүшни үгәтти» (Пәнд н. 23:24, 25). Миллионлиған етиқатдашлиримизму шундақ һис-туйғуда.
9-НАХША Алқишлаң Худайимиз Йәһвани!
a Әр-аял бала-чақилиқ болуши керәкму? Балилиқ болушни қарар қилса, қанчә балиси болуши керәк? Ата-анилар балилириға Йәһвани яхши көрүшни вә Униңға хизмәт қилишни қандақ үгитәләйду? Бу соалларға җавап бериш үчүн, бирнәччә әр-аялниң мисалини вә Муқәддәс китап принциплирини көрүп чиқайли.
b Шундақла 2018-жил, июнь ейида нәшир қилинған «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптиридики» «Иҗтимаий торлар. Авайлаң — тузақлар!» дегән мақалигә қараң.