Есиңиздә барму?
2019-жилниң «Күзитиш мунари» журналиға асасланған төвәндики соалларға җавап берәләмсиз?
Худаниң «Саңа қарши ясалған һечқандақ қурал карға [утуққа] кәлмәйду» дегән вәдиси немини билдүриду? (Йәшая 54:17, КТ)
Йәһва бизни дүшмәнлиримизниң һуҗумидин һимайә қилиду (Йәшая 25:4, 5). Дүшмәнлиримиз бизгә мәңгү зиянкәшлик қилалмайду (w19.01 6, 7-б.).
Худаниң қананийлар вә тәрса исраилларға қандақ муамилә қилғанлиғидин Униң адаләтлиги һәққидә немини билимиз?
Худа һечкими йоқ аяллар билән балиларға зиянкәшлик қилғанларни җавапқа тартқан. Өзигә итаәт һәм башқилириға адил муамилә қилғанларни бәрикәтлигән (w19.02 22, 23-б.).
Йәһва гувачиси әмәс бирси дуа қилса, биз немә қилишимиз керәк?
Шундақ вәзийәтләрдә иззәт-һөрмәт көрситип, җим-җит туримиз. Биз нә үнлүк авазда, нә үнсиз «амин» демәймиз. Бирақ ичимиздә өз дуайимизни ейтсақ болиду (w19.03 31-б.).
Балиларни җинсий хорлаш қанчилик еғир гуна?
Балини җинсий хорлаш — балиға, җамаәткә, һөкүмәткә вә Худаға қарши қилинған еғир гуна. Дөләт қанунида тәләп қилинса, ақсақаллар бу җинаий қилмиш тоғрилиқ һөкүмәткә мәлум қилиду (w19.05 9, 10-б.).
Ой-пикирни өзгәртишниң қандақ усуллири бар?
Буниң үч усули бар: дуа қилип Йәһва билән сөзлишиң; чоңқур ойлинип өзүңизни тәкшүрүң; яхши достларни таллаң (w19.06 11-б.).
Зиянкәшликкә һазирниң өзидә тәйярлиқ қилиш үчүн немә қилсақ болиду?
Йәһва билән достлуғиңизни күчәйтиң. У сизни яхши көридиғанлиғи вә һечқачан ташлимайдиғанлиғиға ишиниң. Муқәддәс китапни һәр күни оқуң вә дайим дуа қилиң. Худа Падишалиғи бәрикәтләрни елип келидиғанлиғиға ишәнч қилиң. Өзүңизгә яқидиған айәтләрни вә Йәһвани мәдһийиләйдиған нахшиларни ядлавелиң (w19.07 2—4 б.).
Уруқ-туққанлиримиз қутулуп қелиши үчүн уларға қандақ ярдәм бәрсәк болиду?
Уларға ярдәм бериш үчүн уларни чүшинишимиз, сәвирчан вә меһрибан болушимиз керәк. Адәттә, уруқ-туққанларға сөзлиримиз әмәс, иш-һәрикәтлиримиз көпирәк тәсир қилиду (w19.08 15—17 б.).
Әйса бизгә тапшурған иш немә үчүн көңлүмизни арам тапқузиду? (Мәтта 11:28)
Бизниң әң яхши йетәкчилиримиз, әң яхши достлиримиз вә әң яхши ишимиз бар (w19.09 23-б.).
Йәһва Худа һәрикәт қилишимиз үчүн һәм арзу-истәк, һәм күч-қудрәтни қандақ берәләйду? (Флп. 2:13)
Биз Худа Сөзини оқуп, оқуғанлиримизниң үстидин мулаһизә қилғанда, Худа бизгә һәм арзу-истәк, һәм күч қудрәтни берәләйду. Йәһва Худа муқәддәс роһи арқилиқ бизниң қабилийәтлиримизни ашуралайду (w19.10 21-б.).
Муһим қарар чиқириштин авал биз қайси бәш қәдәмни қилишимиз керәк?
Даналиқ сорап дуа қилиң. Ениқ мәхсәтләрни қоюң. Мүмкинчиликлириңиз чәклик екәнлигини унтумаң. Өз нийәтлириңизни тәкшүрүң. Чоңқур издинип көрүң. (w19.11 27—29 б.).
«Роһ өлмәйду» дегән тәлимат Шәйтан Һава аниға өлмәйдиғанлиғини етқанда пәйда болғанму?
Яқ. Шәйтан Һава аниға униң тени өлүп, роһи башқа бир йәрдә яшайду дәп ейтмай, һечқачан өлмәйдиғанлиғини ейтқан. Буниңдин башқа Топан сүйидә сахта тәлиматларму йоқ қилинған. Бәлким, өлмәйдиған роһ тоғрилиқ тәлим Худа Бабил мунарини қурған адәмләрни «пүткүл йәр йүзигә» тарқитивәткәндин авал пәйда болған (w19.12 15-б.).