50-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Йәһва Худа сизни азатлиққа чиқириду
«Барлиқ турғунларға азатлиқ җакалаңлар» (ЛӘВ. 25:10).
136-НАХША Падишалиқ орнитилди. У кәлгәй!
БУ МАҚАЛИДӘ a
1, 2. а) Бәзи дөләтләрдә немини нишанлайду вә Азатлиқ жили дегән немә? (« Азатлиқ жили дегән немә?» дегән рамкиға қараң.) ә) Луқа 4:16—18 айәтләрдә Әйса немә тоғрилиқ ейтқан?
БӘЗИ дөләтләрдә адәмләр қандақту бир муһим вақиәниң әллик жиллиғини нишанлайду. Шу мәйрәм бир күн, бир һәптә яки униңдинму узағирақ өткүзүлүши мүмкин. Лекин күнләрниң биридә той-төкүн ахирлишип, шат-хорамлиқ узунға созулмай унтулуп кетилиду.
2 Келиңлар, қедимий Исраилда бир жил нишанланған Азатлиқ жили тоғрилиқ көпирәк биливалайли. Бу мәйрәм һәр 50 жилда бир қетим нишанланған вә исраиллар азатлиққа еришкән. Бу чарә-тәдбир немә үчүн бизниң диққитимизгә сазавәр? Сәвәви Азатлиқ жили Йәһваниң бизни һазирниң өзидә азатлиққа чиқириш үчүн орунлаштурған чарисини әслитиду. Әйсаму бу тоғрилиқ ейтқан (Луқа 4:16—18ни оқуң).
3. Ләвийләр 25:8—12 айәтләргә мас, Азатлиқ жили исраилларға қандақ пайда әкәлгән?
3 Әйсаниң азатлиқ тоғрилиқ ейтқан сөзлириниң мәнасини чүшиниш үчүн, авал Худаниң Өз хәлқи үчүн орунлаштурған Азатлиқ жили тоғрилиқ биливалайли. Йәһва Худа исраилларға мундақ дегән: «Шундақ қилип 50-жилни муқәддәсләңлар вә барлиқ турғунларға азатлиқ җакалаңлар, бу силәргә Азатлиқ жили болиду. Һәрқайсиңлар өзүңларниң мирас егилигиңларға, өзүңларниң туққанлириңларға қайтиңлар» (Ләвийләр 25:8—12ни оқуң). Өткән мақалидә биз исраиллар Дәм елиш күниниң қандақ пайдисини көргәнлигини көрүп чиққан едуқ. Һазир улар Азатлиқ жилидин қандақ пайда алғанлиғини муһакимә қилайли. Мәсилән, бир исраил киши қәризгә боғулуп, уни қайтуруш үчүн йерини сатти дәйли. Азатлиқ жили кәлгәндә, йәр униңға қайтурулатти. Шуңа шу киши «мирас егилигигә» қайтип, кейин уни өз балилириға мирасқа қалдуралатти. Болмиса, қәрзиниң көп болғини үчүн, у амалсиз балилириниң бирини яки өзини қуллуққа сетишқа мәҗбур болған болса, ундақ адәм Азатлиқ жили кәлгәндә өз аилисигә қайтатти. Демәк, һечким өмүр бойи қул болматти. Бу чарә-тәдбирдин Йәһваниң Өз хәлқигә бәкму ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини көримиз.
4, 5. Азатлиқ жили тоғрилиқ үгинишимиз немә үчүн муһим?
4 Азатлиқ жилиниң йәнә қандақ пайдиси болған? Йәһва Худа Муса пәйғәмбәргә мундақ дегән: «Һалбуки, араңларда һаҗәтмәнләр болмайду, чүнки Пәрвәрдигар Худайиң силәргә мирас болуш үчүн егилишиңларға беридиған шу зиминда турғиниңда сени зиядә бәрикәтләйду» (Қ. шәр. 15:4). Бүгүн биз көрүватқинимиз мутләқ башқичә: байлар барғансири бай болуватиду, гадайлар болса, техиму гадайлишиватиду.
5 Бүгүнки күндә Худаниң хизмәтчилири Тәврат қануни бойичә яшимайду. Шуңа қулларни азат қилиш, қәризләрни кәчүрүш вә йәрни қайтурушқа йол ачқан Азатлиқ жили тоғрилиқ қанунға әмәл қилмаймиз (Рим. 7:4; 10:4; Әфәс. 2:15). Шундақ болсиму, Азатлиқ жили тоғрилиқ үгиниш бәк муһим. Немә үчүн? Чүнки Азатлиқ жили Йәһваниң бизни гунаниң қуллуғидин азат қилиш үчүн орунлаштурған чарисини әслитиду.
ӘЙСА ӘРКИНЛИКНИ ҖАКАЛИҒАН
6. Инсанийәт қандақ қуллуқтин азат болушқа муһтаҗ?
6 Һәммимиз рәһим-шәпқәтсиз қуллуқтин әркинликкә чиқишқа муһтаҗ. Бу — гунаниң қуллуғи. Биз гунакар болғачқа, қериймиз, ағриймиз һәм өлүмиз. Көплигән кишиләр буниң растлиғиға әйнәккә қариғанда яки дохтурға көрүнгәндә көз йәткүзиду. Шундақла биз гуна өткүзүп қойғанда, қаттиқ қайғуримиз. Әлчи Паул өзиниң гунаниң қули болғанлиғини иқрар қилған. У йәнә: “Немә дегән бәхитсиз адәммән! Ким мени мошу өлүватқан тәндин қутулдуриду?”— дәп ейтқан (Рим. 7:23, 24).
7. Йәшая әркинлик тоғрилиқ қандақ пәйғәмбәрлик сөзләрни ейтқан?
7 Бәхиткә яриша, Худа бизни гунадин азат қилиш үчүн бир чарә орунлаштурған. Биз Әйса Мәсиһ арқилиқ әркинликкә еришәләймиз. Әйса йәргә келиштин 700 жил илгири, Йәшая пәйғәмбәр исраилларниң Азатлиқ жилида еришкән әркинликтинму зор келәчәктики бир әркинлик тоғрилиқ ейтқан. У мундақ дәп язған: «Рәб Пәрвәрдигарниң роһи мениң вуҗудумда, чүнки [Йәһва] мени кәмбәғәлләргә хуш хәвәр йәткүзүшкә таллиди, қәлби җараһәтләнгәнләргә шипалиқ беришкә әвәтти. Тутқунларға: “Азат болисиләр!” дәп җакалашни... әвәтти» (Йәшая 61:1). Ким бу пәйғәмбәрлик сөзләрни орунлиши керәк еди?
8. Йәшаяниң әркинлик һәққидики пәйғәмбәрлик сөзлири кимгә қарита ейтилған?
8 Мошу пәйғәмбәрлик сөзләр Әйса йәрдики хизмитигә киришкәндә орунлинишқа башлиған. У өз жути Насирә шәһиридә ибадәтханиға берип, шу йәрдә җәм болған йәһудийларға Йәшаяниң сөзлирини оқуп бәргән. Әйса «Йәһваниң роһи мениң вуҗудумда, чүнки У хуш хәвәрни гадайларға җакалаш үчүн мени майлиди. Әсиргә елинғанларға азатлиқни вә қарғуларға көзи ечилишини, езилгәнләрни әркинликкә чиқиришни вәзидә ейтишни, Йәһваниң илтипат жилини вәз қилишқа У мени әвәтти»,— дегән Йәшаяниң сөзлириниң өзигә қаритилғанлиғини ейтқан (Луқа 4:16—19). Әйса бу пәйғәмбәрлик сөзләрни қандақ әмәлгә ашурған?
АЗАТЛИҚҚА БИРИНЧИ БОЛУП КИМЛӘР ЕРИШКӘН?
9. Әйсаниң заманида нурғун кишиләр немидин азат болушни үмүт қилған?
9 Йәшая пәйғәмбәр тилға алған вә Әйса ибадәтханида оқуған азатлиққа адәмләр биринчи әсирдә еришишкә башлиған. Әйса: «Мана, бүгүн Язмиларниң силәр һазир аңлиған җайи орунланди»,— дәп җакалиғанда буниң растлиғини испатлиған (Луқа 4:21). Бәлким, Әйсани аңлиған нурғун кишиләр бирәр сәясий ислаһатни күтүп, әзгүчи Рим һөкүмитиниң қолидин азат болушқа тәшна болған. Улар өзлирини «Биз әслидә шуниңға ишинәтуқки, у Исраилни азат қилидиған кишидур» дәп ейтқан икки кишидәк һис қилған болуши мүмкин (Луқа 24:13, 21). Лекин Әйса шагиртлирини Рим һөкүмитигә қарши қозғилаң көтиришкә үндимигән. Әксичә, у уларни «қәйсәрниңкини қәйсәргә» беришкә чақирған (Мәт. 22:21). Ундақта, Әйса шу вақитта адәмләрни немидин азат қилған?
10. Әйса адәмләрниң немиләрдин азат болушиға йол ачқан?
10 Әйса адәмләрни икки усулда әркинликкә ериштүрүш үчүн кәлгән. Биринчидин, у адәмләрниң еғир жүктәк езидиған диний рәһбәрләрниң тәлимлиридин азат болушиға йол ачқан. Нурғун йәһудийлар инсаний урп-адәтләр вә сахта тәлимләргә қул болған (Мәт. 5:31—37; 15:1—11). Хәлиққә роһий йол-йоруқ бериватимиз дегән кишиләр, әмәлийәттә өзлири роһий җәһәттин «қарғу» болған еди. Улар Мәсиһни вә униң тәлимлирини рәт қилғачқа, Худани тонуп йәтмигән вә шу сәвәптин уларниң гуналири кәчүрүлмигән (Йоһ. 9:1, 14—16, 35—41). Әйса адәмләргә һәқиқәтни үгитиш вә яхши үлгә көрситиш арқилиқ кәмтәр кишиләрниң сахта тәлимләрдин қандақ азат болалайдиғанлиғини көрсәткән (Марк 1:22; 2:23—3:5).
11. Әйса йәнә немидин азат болушқа йол ачқан?
11 Иккинчидин, Әйса инсанийәт үчүн гуна қуллуғидин азат болушқа пурсәт яратқан. Әйса биз үчүн өз җенини төләм қурбанлиғи сүпитидә бәргән, буниңға ишәнч қилған вә өз ишәнчисини әмәлийәттә көрсәткәнләрниң гуналирини Худа кәчүрүм қилиду (Ибр. 10:12—18). Әйса: «Оғул силәрни азат қилса, һәқиқәтән әркин болисиләр»,— дегән (Йоһ. 8:36). Бу әркинлик қедимий Исраилдики Азатлиқ жили еришишкә болидиған әркинликтин нәқәдәр зор болған! Азатлиқ жилида қуллуқтин әркин болған киши кейин қайта қул болуп қелиши вә ахирида өлүп кетиши мүмкин еди. Амма Әйса беридиған азатлиқ болса мәңгү.
12. Символлуқ Азатлиқ жилиниң пайдисини кимләр биринчи болуп көргән?
12 Милади 33-жилиниң Әллигинчи күн мәйримидә әлчиләр вә башқа садиқ әр вә аяллар муқәддәс роһ билән майланған. Йәһва Худа уларни Өз балилири сүпитидә қобул қилип, келәчәктә асманда Әйса билән биллә һөкүмранлиқ қилишқа тирилдүрәтти (Рим. 8:2, 15—17). Улар Әйса Насирәдики ибадәтханида җакалиған азатлиққа еришкән дәсләпки адәмләр еди. Шу әрләр вә аяллар әнди йәһудий дин рәһбәрлириниң сахта тәлимлири вә Худаниң Сөзигә қарши урп-адәтлиридин азат болди. Шуңа Йәһва уларни өлүмгә йетәкләйдиған гунадин азатлиққа чиқти дәп һесаплайду. Символлуқ Азатлиқ жили милади 33-жили Әйсаниң әгәшкүчилири муқәддәс роһ билән майланғанда башланған вә Әйсаниң миң жиллиқ Падишалиғиниң ахирида аяқлишиду. Мошу вақит кәлмигичә қандақ вақиәләр әмәлгә ашиду?
ЙӘНӘ МИЛЛИОНЛИҒАН АДӘМЛӘР ӘРКИНЛИККӘ ЧИҚИДУ
13, 14. Азатлиқ жилиниң пайдисини майланғанлардин башқа йәнә кимләр көрәләйду?
13 Бүгүнки күндә һәрхил милләттин чиққан миллионлиған сәмимий адәмләр «башқа қойларға» кириду (Йоһ. 10:16). Худа уларни Әйса билән асманда һөкүмранлиқ қилишқа таллимиған. Әксичә, Муқәддәс китапқа асасән, уларниң йәрдә мәңгү яшаш пурсити бар. Сиздиму шундақ үмүт барму?
14 Әгәр шундақ болса, сиз һазирниң өзидә майланғанлар егә болған бәзи нәрсиләрниң пайдисини көрәләйсиз. Мәсилән, Әйсаниң төләм қурбанлиғиға ишәнсиңиз, Йәһва Худадин гуналириңизни кәчүрүшни соралайсиз. Нәтиҗидә, Худаниң қобул қилишиға вә пак вижданға еришисиз (Әфәс. 1:7; Вәһ. 7:14, 15). Шундақла сахта тәлимләрдин азат болуп, еришкән бәрикәтлириңиз тоғрилиқ ойлап көрүңа. Әйса мундақ дегән: «Силәр һәқиқәтни тонуп-билисиләр вә һәқиқәт силәрни азатлиққа чиқириду» (Йоһ. 8:32). Биз немә дегән бәхитлик адәмләр-һә!
15. Биз қандақ әркинликкә вә бәрикәтләргә еришимиз?
15 Биз келәчәктә буниңдинму чоң азатлиққа муйәссәр болимиз. Пат арида Әйса сахта динларни, рәзил вә адаләтсиз һөкүмәтләрни йоқ қилиду. Йәһва Худа Униңға хизмәт қилған зор бир топ халайиқни һимайә қилиду вә йәрдики җәннәттә нурғун бәрикәтләргә ериштүриду (Вәһ. 7:9, 14). Интайин көп адәмләр тирилиду вә уларниң Адәм атиниң гунасиниң тәсиридин пүтүнләй азат болуш пурситигә егә болиду (Әлч. 24:15).
16. Инсанийәт келәчәктә қандақ азатлиққа еришиду?
16 Миң жиллиқ һөкүмранлиғи дәвридә Әйса вә майланғанлар инсанларниң мукәммәл саламәтликкә вә Йәһва билән мукәммәл мунасивәткә егә болушиға ярдәм бериду. Бу миң жиллиқ һөкүмранлиқ қедимқи Исраил хәлқиниң Азатлиқ жилиға охшап кетидиған әслигә кәлтүрүш вә әркинликкә ериштүрүш мәзгили болиду. Шу чағда Йәһваниң һәммә садиқ хизмәтчилири гунадин азат болуп, мукәммәл болиду.
17. Йәшая 65:21—23кә мас Худаниң хәлқи билән немә болиду? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
17 Кәлгүсидә йәр йүзидә қандақ һаят болидиғанлиғи Йәшая 65:21—23тә (оқуң) тәсвирләнгән. Нурғун кишиләр биз йеңи дунияда «алма пиш, ағзимға чүш» дәп ишлимәй ятимиз дәп ойлайду. Амма Муқәддәс китапта ейтилғандәк, Худаниң хәлқи көңүлни қанаәт тапқузидиған пайдилиқ ишлар билән бәнт болиду. Әйсаниң миң жиллиқ һөкүмранлиғи аяқлашқанда, «яратма өзиму чириклишиш қуллуғидин қутулуп, Худаниң пәрзәнтлириниң шәрәплик әркинлигигә чиқиду» екәнлигигә ишәнчимиз камил (Рим. 8:21).
18. Немә үчүн келәчәктә шат-хорам һаят кәчүридиғанлиғиңизға ишинисиз?
18 Йәһва Худа Исраил хәлқиниң һәм ишләшкә, һәм дәм елишқа вақти болушиға ғәмхорлуқ қилған. Мәсиһниң келәчәктики миң жиллиқ һөкүмранлиғи вақтидиму дәл шундақ қилиду. Әлвәттә, биз йеңи дуниядиму Йәһваға ибадәт қилиш үчүн вақит чиқиримиз. Худаға ибадәт қилиш һазирму, йеңи дуниядиму бизни шат-хорамлиққа ериштүриду. Мәсиһниң миң жиллиқ һөкүмранлиғи астида һәммимиз ишимиздин вә Худаға садиқ хизмәт қилиштин қанаәт алимиз.
54-НАХША Етиқатта чиң турайли
a Йәһва Худа қедимда Исраил хәлқини әркинликкә яки азатлиққа чиқириш үчүн бир алаһидә чарә-тәдбирни орунлаштурған. Бу Азатлиқ жили еди. Бүгүн биз Тәврат қануниға әмәл қилмисақму, Азатлиқ жили тоғрилиқ билиш биз үчүнму әһмийәтлик. Азатлиқ жили Йәһваниң биз үчүн орунлаштурған чарә-тәдбирини есимизгә салиду вә униң пайдисини бизму көрәләймиз.
b СҮРӘТТӘ: Қул болған адәмләр Азатлиқ жили әркинликкә чиқип, аилисигә қайтип, өзиниң йеригә егә болалатти.