52-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Үмүтсизликкә қарши күрәш
«Өз жүкүңни Йәһваға артқин, У сени йөләйду» (ЗӘБ. 55:22).
38-НАХША Жүкүңни Йәһваға ташла
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Үмүтсизлик бизгә қандақ тәсир қилиду?
ҺӘР КҮНИ қийинчилиқларға дуч келимиз вә уларға бәрдашлиқ бериш үчүн қолумиздин кәлгәнниң һәммисини қилимиз. Растини ейтқанда, үмүтсизликкә берилмисәк, қийинчилиқларни йеңишимизға асанирақ болиду. Шуңа биз үмүтсизликкә ишәнчимизни, батурлиғимизни вә хошаллиғимизни оғрилаватқан оғридәк қаришимиз керәк. Пәнд-нәсиһәтләр китавида мундақ дәп йезилған: «Әгәр сән дәрт күнидә чүшкүнлүккә берилсәң, күч-қувитиң аҗизлишип кетиду» (Пәнд-нәсиһәтләр 24:10). Ениқки, үмүтсизлик бизни һаятимиздики қийинчилиқларни мувәппәқийәтлик һәл қилишта керәклик болған күч-қувәтсиз қалдуриветиду.
2. Немә сәвәптин биз үмүтсизликкә берилимиз вә бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?
2 Биз көринидиған яки көрүнмәйдиған нурғун нәрсиләрдин үмүтсизлинип қалимиз. Уларниң бәзилири ички вә бәзилири ташқи сәвәпләр. Бу намукәммәллик, аҗизлиқлар вә начар саламәтликни өз ичигә елиши мүмкин. Йәнә буниң ичигә, Йәһваға хизмәт қилишта халиған вәзипигә еришәлмигәнлик яки қаримаққа көпинчә адәмләр бепәрва жүридиған территориядә хизмәт қилиш кириду. Бу мақалидә, үмүтсизликкә қарши күрәш қилишта бизгә ярдәм берәләйдиған нәрсиләрни муһакимә қилимиз.
КАМЧИЛИҚЛАР ВӘ АҖИЗЛИҚЛАРҒА ҚАРШИ КҮРӘШ
3. Камчилиқлиримизға тәңпуң көзқарашта болушқа немә ярдәм бериду?
3 Камчилиқлиримиз вә аҗизлиқлиримизға тәңпуң көзқарашта болуш асан әмәс. Хаталиқлиримиз түпәйли, Йәһва Худа бизни йеңи дунияда болушимизни халимайду, дәп ойлишимиз мүмкин. Бундақ көзқарашта болғанлар өзигә зиян йәткүзиду. Камчилиқлиримизға қандақ қаришимиз керәк? Муқәддәс китап Әйса Мәсиһтин башқа һәммә адәмләрни гунакар дәйду (Рим. 3:23). Муқәддәс китапниң муәллипи мукәммәл болушимизни тәләп қилмайду вә камчилиқлиримизни издимәйду. Әксинчә, У бизгә ярдәм беришни халайдиған көйүмчан вә сәвирчан Атимиздур. У аҗизлиқлиримиз вә өз-өзүмизгә болған натоғра көзқаришимизға қарши күрәш қиливатқанлиғимизниң қанчилик еғир екәнлигини көрүп, бизгә ярдәм беришкә тәйяр (Рим. 7:18, 19).
4, 5. Йоһанниң 1-хети 3:19, 20-айәтләргә асасән, немә үчүн икки қериндаш үмүтсизләнмигән?
4 Дебора билән Марияниң мисалини көрүп чиқайли b. Аилисидикиләр Дебораға кичик чеғида яхши муамилә қилмиғачқа, у өзини ярамсиз һис қилған. Улар уни бәкму аз махтиған. Шу сәвәптин, у өзигә қарита начар көзқарашта болушни башлиған. У кичик хаталиқларни өткүзгәндә, қолумдин һеч иш кәлмәйду дәп ойлиған. Мария исимлиқ қериндашму охшаш қийинчилиққа дуч кәлгән. Уни уруқ-туққанлири һақарәтлигән. Нәтиҗидә, у һечнемигә әрзимәс бир адәм болуп қалдим дегән ой-пикри билән күрәшкән. Һәтта у чөмдүрүлүштин өткәндин кейинму, өзини Йәһва гувачиси болушқа лайиқ әмәс, дәп ойлиған.
5 Бу икки қериндаш Йәһва Худаға хизмәт қилишни тохтатмиған. Немә үчүн? Биринчидин, улар қизғин дуалар арқилиқ өз жүкини Йәһваға ташлиған (Зәб. 55:22). Улар шуни чүшәнгәнки, бизниң асмандики көйүмчан Атимиз бешимиздин өткүзгәнләрниң вә сәлбий ой-пикирлиримизниң бизгә қандақ тәсир қилғанлиғини билиду. Амма у жүригимиздә биз көрәлмәйдиған яхши сүпәтлиримизни көриду (Йоһанниң 1-хети 3:19, 20ни оқуң).
6. Қайтидин гуна қилип қойған адәм немә қилиши мүмкин?
6 Бәзиләр сиңип кәткән адәтләр билән күрәш қиливатқанда қайтидин гуна қилип қоюп, өзидин үмитсизлиниши мүмкин. Әлвәттә, биз гуна қилғанда, өзүмизни әйипләш тәбиий иш (Кор. 2-х. 7:10). Бирақ, биз өзүмизни бекардин бекар: «Мән һеч немигә яримас. Йәһва мени һечқачан кәчүрәлмәйду»,— дәп әйиплимәслигимиз керәк. Бундақ сәлбий ой-пикирләр һәқиқәткә асасланмиған вә Йәһва Худаға хизмәт қилишни тохтитишимизға сәвәп болуши мүмкин. Пәнд-нәсиһәтләр 24:10-айәттин оқуғанлиримизни есиңиздә тутуң, аҗиз болушниң сәвәви — үмүтсизлиниш. Шуңа ишиңизни Йәһва Худа билән биллә һәл қилиш үчүн Униңға дуа қилип, кәчүрүм қилишини сораң (Йәшая 1:18). Сизниң сәмимий товва қилғанлиғиңизни көрүп, У сизни кәчүриду. Униңдин башқа, ақсақаллар билән сөзлишиң. Улар сәвирчанлиқ билән сизниң роһий җәһәттин сағлам болушиңизға ярдәм бериду (Яқуп 5:14, 15).
7. Әгәр биз өзгәртиш үчүн күч чиқириватқан болсақ, немә үчүн үмүтсизләнмәслигимиз керәк?
7 Франциядә яшайдиған Жан Люк исимлиқ ақсақал аҗизлиқ билән күрәш қиливатқанларға мундақ дәйду: «Йәһваниң көз алдида һәққаний адәм — у һечқачан хаталашмайдиған адәм әмәс, бәлки өткүзгән хаталиқлири үчүн дайим товва қилип, өзгәртиш үчүн күч чиқиридиған адәм» (Рим. 7:21—25). Әгәр сиз аҗизлиғиңиз билән күрәш қиливатқан болсиңиз, өзүңизни әйиплимәң. Һәммимиз хаталиқларни өткүзимиз, шуңа биз Худаниң төләм қурбанлиғи арқилиқ көрсәткән меһир-шәпқитигә муһтаҗ (Әфәс. 1:7; Йоһ. 1-х. 4:10).
8. Көңлүмиз чүшкәндә, кимдин ярдәм сорисақ болиду?
8 Җамаәттики қериндашлиримиз бизгә илһам берәләйду. Сиз дәрдиңизни ейтишни халисиңиз, улар сизни көңүл қоюп тиңшиши вә ғәйрәтләндүридиған сөзләрни ейтиши мүмкин (Пәнд н. 12:25; Сал. 1-х. 5:14). Нигериядә яшайдиған үмүтсизликкә қарши күрәш қилип келиватқан Джой исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Етиқатдашлирим болмиған болса, қәйәрдә болаттимекин, билмәймән? Қериндашлиримниң илһамлири Йәһваниң дуалиримға җавап бәргәнлигиниң испати. Һәтта мән улардин көңли чүшкәнләргә илһам беришни үгәндим». Биз шуни унтумаслиғимиз керәкки, қериндашлар бизниң илһамға қачан муһтаҗ екәнлигимизни билмәслиги мүмкин. Шуңа биз өзүмиз роһий җәһәттин йетилгән қериндашқа берип, дәрдимизни төкүп, немигә муһтаҗ екәнлигимизни ейтайли.
КЕСӘЛГӘ ҚАРШИ КҮРӘШ ҚИЛҒАНДА
9. Зәбур 41:3 вә 94:19-айәтләр бизгә қандақ күч-ғәйрәт бериду?
9 Йәһва Худадин ярдәм сораң. Өзүмизни яман һис қилғанда, болупму созулма характерлик кесәлгә гириптар болсақ, иҗабий көзқарашни сақлаш асан әмәс. Гәрчә һазир Йәһва мөҗүзә арқилиқ бизни сақайтмисиму, бизгә тәсәлли берип, һәммисини баштин кәчүрүшимизгә күч-ғәйрәт бериду (Зәбур 41:3; 94:19ни оқуң). Мәсилән, биз өй ишлиримизға яки дукандин керәклик нәрсиләрни елишқа ярдәмгә муһтаҗ болсақ, Йәһва Худа етиқатдашлиримизни дәвәт қилалайду. У йәнә қериндашлиримизни биз билән биллә дуа қилишқа үндиши мүмкин. Йә болмиса, У Муқәддәс китаптин өзүмиз тепивалған тәсәлли беридиған ой-пикирләрни мәсилән, келәчәктә йеңи дунияда ағриқ, азап-оқубәт болмайдиған вақитни вә мукәммәл һаят кәчүрүш үмүтини есимизгә салиду (Рим. 15:4).
10. Исанг паҗиәлик вақиәгә йолуққандин кейин немә үчүн үмүтсизликкә петип қалмиған?
10 Нигериядә яшайдиған Исанг паҗиәлик бир вақиәгә йолуқуп паләч болуп қалған. Дохтури униңға әнди униң һәргизму маңалмайдиғанлиғини ейтқан. Исанг мундақ дегән: «Көңлүм йерим болуп, роһум чүшүп кәтти». У үмүтсизликкә петип қалғанму? Яқ. Униңға немә ярдәм бәргән? Исанг: «Мән аялим билән Йәһва Худаға дуа қилишни вә Муқәддәс китапни оқушни һечқачан тохтатмидуқ. Йәнә биз Худа бәргән бәрикәтләрни, шу җүмлидин йеңи дунияда яшаш үмүтимизни унтумаслиққа бәл бағлидуқ»,— дегән.
11. Синди ағриватқанда хошаллиғини қандақ сақлап қалалиған?
11 Мексикида яшайдиған Синдиға дохтурлар униң кесили сәвәплик өлүп кетиши мүмкинлигини ейтқан. Буниңға бәрдашлиқ бериш үчүн у немә қилған? У давалиниватқанда, һәр күни гувалиқ бериш үчүн өз алдиға мәхсәт қойған. У мундақ дегән: «Мән шундақ қилип, өзүмниң операцияға вә қаттиқ ағриватқинимға әмәс, башқиларға көңүл бөлидиған болдум. Алдимға шундақ мәхсәт қойдум: дохтур вә һәмшириләр билән сөзләшкәндә, уларниң аилиси тоғрилиқ сораттим. Андин мән улардин немә үчүн шунчилик қийин ишни таллиғанлиғини сораттим. Шу чағда уларниң қәлбигә тәсир қилалайдиған мавзуларни таллаш асан болатти. Уларниң бәзилири: “Қандақ әһвалиңиз?”— дәп һал-әһвал сорайдиған бемарларниң бәкму аз екәнлигини ейтатти. Нурғунлири уларға көңүл бөлгәнлигим үчүн маңа рәхмитини ейтатти. Һәтта бәзилири телефон номери вә адресини берәтти. Йәһва Худаниң маңа мошу еғир күнләрни баштин кәчүрүшимгә ярдәм беридиғанлиғини билдим. Униңдин башқа, У маңа қанчилик хошаллиқ бәргәнлигигә өзүмму бәк һәйран қалдим» (Пәнд н. 15:15).
12, 13. Бәзи ағрип қалғанлар вә тени аҗизлар қандақ гувалиқ бериду вә нәтиҗиси қандақ болуши мүмкин?
12 Кесәл вә аҗиз адәмләр вәз қилиш үчүн өзлири халиғандәк күч чиқиришта чәклимигә дуч келидиғанлиғини билгәч, улар үмүтсизлинип, көңли йерим болуши мүмкин. Буниңға қаримастин, уларниң көпинчиси гувалиқ бериш усуллирини тапиду. Америкидики Лорел исимлиқ қериндишимиз 37 жил җәриянидә сүнъий төмүр өпкә билән яшиған, йәни нәпәс елишиға ярдәм беридиған тиббий аппаратниң ичидә ятқан еди. У рак кесили, чоң операцияләр вә созулма характерлик терә кесәлликлирини баштин кәчүргән. Лекин бу еғир әһвал униң вәз қилишиға тосалғу болалмиған. У һәмшириләр вә башқа тиббий хадимларға гувалиқ берәтти. Нәтиҗиси қандақ болған? У кам дегәндә 17 кишиниң Муқәддәс китаптин Йәһва һәққидә тоғра билим елишиға ярдәм бәргән c.
13 Франциядә яшайдиған Ричард исимлиқ ақсақал өз өйлиридә яки бемарларға қарайдиған алаһидә орунларда орун тутуп йетип қалғанларға мундақ мәслиһәт бәргән: «Мән уларға бәзи әдәбиятләрни тизип қоюшни мәслиһәт беримән. Бундақ тизип қоюлған әдәбиятлар адәмләрниң қизиқишини ойғитиду вә сөһбәтләрни башлашқа пурсәт яритиду. Мундақ сөһбәтләр әнди өйму-өй вәз қилалмайдиған қәдирлик қериндашлиримизни илһамландуралайду». Йәнә өйидин чиқалмайдиған қериндашлар хәт вә телефон арқилиқму гувалиқ берәләйду.
ҖАМАӘТТИКИ ШӘРӘПЛИК ВӘЗИПИЛӘРГӘ ЕРИШӘЛМИГӘНДӘ
14. Давут падиша қандақ әҗайип үлгә көрсәткән?
14 Йешимиз, тән саламәтлигимиз яки башқа имканийәтлиримизниң чәклимиси түпәйлидин, биз бәзи җамаәттики шан-шәрәплик вәзипиләргә еришәлмәслигимиз мүмкин. Әгәр биз шундақ вәзийәттә болуп қалсақ, Давут падишаниң үлгисидин савақ алалаймиз. Давут падиша мәркизий ибадәтханини селишни арзу-арман қилған. Лекин Йәһва Худа мәркизий ибадәтханини селишқа уни таллимиғанлиғини ейтқан. Бирақ Худа таллиған адәмни Давут чин жүрәктин қоллап-қувәтлигән. У һәтта бу қурулуш үчүн мәртлик билән алтун-күмүчләрни берип, өз һәссисини қошқан. У биз үчүн һәқиқәтән әҗайип яхши бир үлгә! (Сам. 2-яз. 7:12, 13; Тар. 1-яз. 29:1, 3—5)
15. Хьюгес исимлиқ бурадәр үмүтсизликни қандақ йәңгән?
15 Франциядә яшайдиған Хьюгес бурадәрниң саламәтлиги аҗиз болғачқа, ақсақаллиқ вәзиписини орунлалмиған вә һәтта аддий бир ишларниму қилалмиған. У мундақ дегән: «Башта мән қаттиқ үмүтсизлинип, өзүмни әрзимәс һис қилдим. Амма вақит өтүп, қилалмайдиған ишлар тоғрилиқ ғәм қилмаслиқниң муһим екәнлигини чүшәндим. Андин кейин мән Йәһва Худаға қолумдин кәлгиничә хизмәт қилалиғанлиғимдин хошал болдум. Мән бәл қоювәтмидим. Һерип кәткән Гидеон вә униң үч йүз әскиригә охшаш мән давамлиқ күрәш қилимән» (Һак. 8:4).
16. Пәриштәләрниң мисалидин немини үгинәләймиз?
16 Садиқ пәриштиләр яхши үлгә көрситиватиду. Ахаб падиша һөкүмранлиқ қилғанда, Йәһва Худа пәриштиләрдин яман падишани алдашниң йоллирини тепишни сориған. Пәриштиләрниң бәзилири өз өй-пикирлирини оттурға қоюшқан. Бирақ Худа бир пәриштини таллап, униң иши мувәппәқийәтлик болидиғанлиғини ейтқан (Пад. 1-яз. 22:19—22). Башқа садиқ пәриштиләр бәлким үмүтсизлинип «бекардин бекар еғизимни упритиптимән», дәп ойлиғанму? Әлвәттә, улар шундақ ойлимиған. Пәриштиләр һәқиқәтән кәмтәр вә улар һәммә шан-шәрәпни Йәһва Худаға кәлтүрүшни халайду (Һак. 13:16—18; Вәһ. 19:10).
17. Әгәр биз бирәр шан-шәрәплик вәзипиләргә егә болмиғач, үмүтсизлинип көңлүмиз йерим болса, немә қилишимиз керәк?
17 Худаниң нами билән атилиш вә Униң Падишалиғи һәққидә гувалиқ бериш чоң шан-шәрәп екәнлигини әстә тутуң. Вәзипиләр бүгүн бар, әтә йоқ, лекин Худаниң алдидики қәдир-қиммитимиз уларға бағлиқ әмәс. Әгәр биз кәмтәр болсақ, Йәһва Худа вә етиқатдашлиримиз үчүн қәдирлик болимиз. Шуңа кәмтәр яки кичик пеил болуп қелиш үчүн Йәһвадин ялвуруп ярдәм сораң. Худаниң Сөзидики көплигән кәмтәр вә кичик пеил адәмләрниң яхши үлгилири һәққидә ойлиниң. Имканийәтниң баричә, қериндашлириңизға хизмәт қилишқа тәйяр болуң (Зәб. 138:6; Пет. 1-х. 5:5).
ХИЗМИТИҢИЗ НӘТИҖИСИЗ БОЛУП КӨРҮНСӘ
18, 19. Әгәр вәз хизмитиңиз үнүмсиз көрүнсә, сиз хошаллиқни қандақ тапалайсиз?
18 Вәз қилидиған территорияңиз үнүмсиз болуп көрүнгәнликтин яки өйму өй вәз қилғанда адәмләр өйлиридә болмиғанлиқтин үмүтсизлинип көңлиңиз йерим болуп баққанму? Мундақ вәзийәттә хошаллиқни сақлаш яки техиму хошал болушниң сәвәплирини тепиш үчүн немә қилишиңиз керәк? « Вәз хизмәттин көпирәк хошаллиқ тепиш усуллири» намлиқ рамкида әмәлий мәслиһәтләр бар. Вәз хизмәткә тоғра көзқарашта болушму муһим. Бу немини өз ичигә алиду?
19 Диққитиңизни Худаниң исмини мәдһийиләшкә вә Падишалиғини җакалашқа ағдуруң. Әйса һаятлиққа йетәкләйдиған йолни аз адәмниң тапидиғанлиғини ениқ чүшәндүргән (Мәт. 7:13, 14). Биз вәз қилғанда, Йәһва, Әйса вә пәриштиләр билән һәмкарлишиш шан-шәрипигә егә (Мәт. 28:19, 20; Кор. 1-х. 3:9; Вәһ. 14:6, 7). Йәһва Худа Өзигә лайиқ адәмләрни җәлип қилиду (Йоһ. 6:44). Әгәр адәм бу қетим сизниң ейтқанлириңизға қулақ салмиса, бәлким келәрки қетим сизни тиңшап қалар.
20. Йәрәмия 20:8, 9-айәтләрдин үмүтсизликкә қарши күрәш қилиш тоғрисида немини биләләймиз?
20 Биз Йәрәмия пәйғәмбәрдин нурғун нәрсиләрни үгинәләймиз. У интайин қийин территориядә хизмәт қилған. Адәмләр уни әтидин кәч киргичә һақарәтләп мәсқирә қилған (Йәрәмия 20:8, 9ни оқуң). У бир пәйттә, үмүтсизлинип кәткәнки, һәтта вәз қилишни тохтитишни халиған. Бирақ немә үчүн у бәл қоювәтмигән? Чүнки Худаниң Сөзи униң қәлбидә оттәк лавулдап Йәрәмия уни тутуп қалалмиған. Муқәддәс китапни һәр күни оқусақ вә униң үстидин мулаһизә қилсақ, биз Йәрәмиягә охшаш болалаймиз. Нәтиҗидә, қәлбимиз хошаллиққа толуп, хизмитимиз үнүмлүк болалайду (Йәр. 15:16).
21. Үмүтсизлик үстидин қандақ ғәлибә қазиналайсиз?
21 Жуқурида тилға елинған Дибора мундақ дәйду: «Үмүтсизлиниш — Шәйтанниң қолидики хәтәрлик қурал болуши мүмкин». Амма Шәйтан вә униң қураллириға қариғанда Йәһва Худа чәксиз күчлүктур. Үмүтсизлинишимизниң сәвәви мәйли қандақ болса-болсун, Йәһвадин Униң қоллап-қувәтлишини сораң. У камчилиқлиримиз вә аҗизлиқлиримизни йеңишкә ярдәм бериду. Ағриватқан вақтиңизда У сизгә яр-йөләк болиду. У сизниң вәзипилириңизгә болған тәңпуңлуқни һәмдә вәз хизмитиңизгә болған иҗабий көзқарашни сақлишиңизға ярдәм бериду. Асмандики көйүмчан Атиңизға дәрдиңизни очуқ ейтип бериң. Униң ярдими билән үмүтсизлик үстидин ғәлибә қазиналайсиз.
6-НАХША Худа хизмәтчисиниң дуаси
a Бәзидә һәммимизниң чүшкүнлүккә чүшидиған вақитлири болиду. Бу мақалидә чүшкүнлүккә чүшкәндә, биз немә қилалайдиғанлиғимизни вә Йәһва Худаниң ярдими билән үмүтсизликни йеңәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.
b Бу мақалидики бәзи исимлар өзгәртилгән.
c Лорел Нисбетниң тәрҗимиһалини «Ойғиниңлар!» журнали, 1993-жил, 22-январь санидин оқалайсиз.
d СҮРӘТТӘ: Бир вақитта үмүтсизләнгән қериндаш, өтмүштә қилған хизмити тоғрилиқ ойлиниватиду вә Йәһва Худаға дуа қиливатиду. Йәһва Худа униң қилған вә қиливатқанлирини унтуп қалмиди дәп ишиниватиду.