Худа Падишалиғини һазир қоллап-қувәтләң!
Тәсәввур қилип көрүң: сиз яшаватқан мәһәллигә шиддәтлик қара боран йеқинлишиватиду. Һөкүмәт әмәлдарлири: «ТЕЗ ӨЙЛИРИҢЛАРДИН ЧИҚИП КЕТИҢЛАР! ПАНАЛАЙДИҒАН БЕХӘТӘР ҖАЙ ИЗДӘҢЛАР!»— дәп җиддий агаһландуруш бериду. Шу вақитта немә қилишиңиз керәк? Әлвәттә, җәзмән бехәтәр бир җайға кетишиңиз керәк.
Худди шуниңға охшаш, биз һәммимиз пат йеқинда Әйса пәйғәмбәр «дәһшәтлик чоң балаю апәт» дәп атиған бир шиддәтлик «қара боранға» учраймиз (Мәтта 24:21). Қәйәрдә яшимайли, бу балаю апәттин қечип қутулалмаймиз. Шундақтиму, балаю апәт мәзгилидә өзүмизни қоғдаш үчүн бәзи ишларни қилалаймиз. Бу қандақ ишлар?
Һәзрити Әйса тағда вәз-нәсиһәт ейтқанда, мундақ көрсәтмә бәргән: «Һаятиңларда давамлиқ Худаниң Падишалиғини вә униңға итаәт қилишни биринчи орунға қоюңлар» (Мәтта 6:33, ЙД). Буни қандақ қилалаймиз?
Худа Падишалиғини биринчи орунға қоюңлар. Бу сөзләр Худа Падишалиғи һаятимиздики башқа һәрқандақ ишлардин муһимирақ болуши керәклигини билдүриду (Мәтта 6:25, 32, 33). Немә үчүн? Чүнки инсанийәтниң қийинчилиқлирини һәл қилиш инсанларниң қолидин кәлмәйду. Уларни пәқәт Худа Падишалиғи һәл қилалайду.
Итаәт қилишни биринчи орунға қоюңлар. Биз пүтүн күчимиз билән Худаниң адил қанунлири вә қаидә-принциплириға мас яшашқа тиришишимиз керәк. Немә үчүн? Чүнки неминиң тоғра, неминиң натоғра екәнлигини өзүмиз қарар қилсақ, ечинарлиқ ақивәткә дуч келимиз (Пәнд-нәсиһәтләр 16:25). Әксинчә, Худаниң өлчәмлиригә итаәт қилсақ, Худани хурсән қилипла қалмай, шат-хорам турмуш кәчүримиз (Йәшая 48:17, 18).
Давамлиқ Худаниң Падишалиғини вә униңға итаәт қилишни биринчи орунға қоюңлар. Әйса пәйғәмбәр бизни шундақ агаһландурғанки, бәзи кишиләр «қанчә пул тапсам, шунчә бехәтәр яшаймән» дәп ойлап, Падишалиқни биринчи орунға қоюшқа көңүл бөлмәй қалиду. Йәнә бәзиләр турмушниң ғәм-әндишилиригә һәддидин зиядә петип қелип, һәтта Худа Падишалиғини биринчи орунға Мәтта 6:19—21, 25—32).
қоюшқа вақит чиқиралмай қалиду (Амма һәзрити Әйса Худа Падишалиғини қоллап-қувәтләйдиған кишиләрниң һазир еһтияҗлиқ нәрсиләргә еришидиғанлиғини вә келәчәктә техиму мол бәрикәтләрдин бәһримән болидиғанлиғини вәдә қилған (Мәтта 6:33).
Гәрчә һәзрити Әйсаниң биринчи әсирдики шагиртлири униң сөзигә қулақ селип, һаятида Худаниң Падишалиғини вә униңға итаәт қилишни биринчи орунға қойған болсиму, һаятида барчә азап-оқубәтләрниң йоқ болғанлиғини көрмигән еди. Шундақтиму, улар Худаниң һимайиси астида болған. Немә үчүн мундақ дәймиз?
Әшу шагиртлар Худаниң һәққаний өлчәмлири бойичә яшиғачқа, Худаниң өлчәмлиригә бепәрвалиқ қилғанлар баштин кәчүргән қийинчилиқларға дучар болмиған. Демәк, улар һимайигә еришкән. Улар Падишалиқниң келидиғанлиғиға қәтъий ишәнгән. Бу ишәнч уларниң еғир синақларға бәрдашлиқ беришигә ярдәм бәргән. Униңдин башқа, Худа уларға адәттики күчтин ешип чүшидиған күчни бәргәчкә, улар синақларға баш әгмигән (Коринтлиқларға 2-хәт 4:7—9).
ХУДА ПАДИШАЛИҒИНИ ҺАЯТИҢИЗДА БИРИНЧИ ОРУНҒА ҚОЯМСИЗ?
Биринчи әсирдики шагиртлар һәзрити Әйсаниң Худа Падишалиғини биринчи орунға қоюңлар дегән буйруғиға итаәт қилған. Улар шу замандики дунияниң җай-җайлириға Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни йәткүзгән (Колосилиқларға 1:23). Бүгүнки күндичу, бу ишни қиливатқан кишиләр барму?
Һә-ә, Йәһва гувачилири бар! Улар пат йеқинда Худа Падишалиғи бу рәзил дунияни йоқ қилидиғанлиғини чүшинип йәткән. Шуңа, улар пүтүн күчи билән тиришип, Әйса пәйғәмбәр ейтқан әң муһим ишни қиливатиду: «Бу Падишалиқ хуш хәвири барчә хәлиқләргә йәткүзүлүши үчүн пүтүн дунияда вәз қилиниду вә андин кейин ахири келиду» (Мәтта 24:14, ЙД).
Сиз Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни аңлиғанму? Аңлиғиниңизда, немә қилар едиңиз? Биз сизни Македонийәдики Берия шәһиридә яшиған кишиләрни үлгә қилишқа дәвәт қилимиз. Улар әлчи Паулдин Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни аңлиғанда, бу хәвәрни қизғинлиқ билән қобул қилған. Андин кейин улар аңлиғанлириниң һәқиқәтән Худаниң Сөзи екәнлигигә көз йәткүзүш үчүн «Муқәддәс Язмиларни әстаидиллиқ билән издинип үгәнди». Кейин улар үгәнгәнлирини турмушида әмәлий қолланған (Әлчиләр 17:11, 12, ЙД).
Сизму уларға охшаш қилалайсиз. Һаятиңизда Худаниң Падишалиғини вә униңға итаәт қилишни биринчи орунға қойсиңиз, һазир Худаниң қанити астида пана таписиз вә келәчәктә һәқиқий течлиқ вә бехәтәрликтин мәңгүгә бәһримән болисиз.