Оқурмәнләрниң соаллири
Худаниң хизмәтчиси өзини башқа адәмләрдин қорғаш үчүн оқ етиш қуралини, мәсилән, тапанчини яки милтиқни қолланса боламду?
Худаниң хизмәтчиси өзини қандақ һимайә қилишни қарар қилғанда Муқәддәс китаптики принципларға риайә қилиду. Бу принциплар өзини қорғаш үчүн тапанча, милтиқ яки башқа оқ атидиған қуралларни пайдилиниш натоғра екәнлигини көрситиду. Төвәндики принципларни қарап чиқайли:
Йәһва Худаниң алдида адәмләрниң һаяти муқәддәс. Зәбур язғучиси Давут Йәһва һәққидә: «Сәндила бардур һаятлиқ булиғи»,— дәп язған (Зәбур 36:9). Шуңа Худа хизмәтчиси өзини яки мүлкини қоғдашқа қарар қилса, қан төкүштин, йәни адәм өлтүрүшкә җавапкар болуштин, нери болуш үчүн қолидин келидиған һәммини қилиду (Қанун шәрһи 22:8; Зәбур 51:14).
Әлвәттә, адәм өзини һимайә қилиш үчүн қоллинидиған һәрқандақ нәрсә билән бирсини өлтүрүп қоюши мүмкин. Амма оқ етиш қурали билән, авайлимай яки әтәй, адәмни өлтүрүш техиму асан болиду * (Изаһәткә қараң.). Буниңдин ташқири, һуҗумчи униңсизму қени қизип турғанлиқтин, қурални көрсә, хәтәрлик вәзийәт униңдинму кәскинлишип, қан төкүлүши мүмкин.
Әйса өлүмидин авалқи кәчтә шагиртлириға қилич елишни ейтқанда, улар өзлирини һимайә қилиши керәклигини нәзәрдә тутмиған еди (Луқа 22:36, 38). Шундақ қилғанлиғиниң сәвәви, Әйса уларға савақ бәргүси кәлди: униң әгәшкүчилири, һәтта қураллиқ топ билән үзму үз учрашсиму, зораванлиқ қилмаслиғи керәк (Луқа 22:52). Петрус қиличини пайдилинип баш роһанийниң қулиниң қулиғини чепивәткәндә, Әйса Петрусқа: «Қиличиңни орниға қайтурғин»,— дәп буйриди. Андин кейин заманивий мәсиһийләргиму башчилиқ болидиған принципни ейтти: «Қилич көтәргәнләрниң һәммиси қиличтин өлиду» (Мәтта 26:51, 52).
Мика 4:3тә бәшарәт қилинғандәк, Худа хәлқи «қиличлирини сапан чишлири, нәйзилирини оғақ қилиду». Һәқиқий мәсиһийләр течлиқпәрвәрлиги билән тонулиду. Улар Худаниң әлчи Паул арқилиқ бәргән «яманлиғиға яманлиқ қайтурмаңлар» вә «һәммиси билән течлиқ мунасивәттә болуңлар» дегән буйруқлириға қулақ салиду (Римлиқларға 12:17, 18). Паул һәр түрлүк қийинчилиқларға дуч кәлсиму, һәтта «қарақчилардин хәтәрләрдә» болсиму, өзини һимайә қилиш үчүн һечқачан Муқәддәс китап принциплириға қарши чиқмиған (Коринтлиқларға 2-хәт 11:26). Әксичә, у Худаға ишәнч билдүрүп, Муқәддәс китаптики дана мәслиһәтниң «уруш қураллиридин әвзәл» екәнлигини билди (Вәз 9:18).
Худаниң хизмәтчилири үчүн һаят мал-мүлүктин хелила баһалиғирақ. Биз билгинимиздәк, «адәмниң һаяти униң мал-мүлкигә бағлиқ әмәс» (Луқа 12:15). Шуңа қураллиқ булаңчиға юмшақ сөзлигинимиз тәсир қилмиса, биз Әйсаниң «зулум кишигә униң қилғинидәк қайтурма» дегән мәслиһитигә мас һәрикәт қилимиз. Башқичә ейтқанда, булаңчиға у халиған һәммә нәрсини беришкә тоғра келиши мүмкин (Мәтта 5:39, 40; Луқа 6:29). * (Изаһәткә қараң.) Әлвәттә, әң яхшиси, хәтәрлик вәзийәтниң алдини елиш. Муқәддәс китапниң мәслиһитигә қулақ селип, «мал-мүлки билән махтиништин» нери болуш бизни җинайәтчиләрниң қурбини болушидин қорғайду (Йоһанниң 1-хети 2:16). Шундақла, хошнилиримизниң бизни течлиқпәрвәр Йәһва гувачилири сүпитидә тонуғанлиғиму һимайә болиду (Пәнд-нәсиһәтләр 18:10).
Худаниң хизмәтчилири башқиларниң вижданини һөрмәтләйду (Римлиқларға 14:21). Әгәр бирәр қериндашниң өзини һимайә қилиш үчүн қурал сақлайдиғанлиғи мәлум болса, бәзи қериндашлар буниңдин һаң-таң қелиши яки һәтта путликашаң болуши мүмкин. Қурал сақлашқа қануний һоқуқимиз болғини билән, қериндашларни яхши көргәнликтин, биз һечқачан улар үчүн путликашаң болидиған ишларни қилмаймиз (Коринтлиқларға 1-хәт 10:32, 33; 13:4, 5).
Худаниң хизмәтчилири үлгилик болушқа тиришиду (Коринтлиқларға 2-хәт 4:2; Петрусниң 1-хети 5:2, 3). Әгәр қериндаш башқилардин һимайә қилиниш үчүн қурал сақлиса, ақсақаллар униңға Муқәддәс китапқа асасланған мәслиһәт бериду. Әгәр у қурални өзигә қалдурушни қарар қилса, у яхши үлгә көрсәтмәйду. Шуңа у җамаәттә һечқандақ җавапкарлиқ вә абройлуқ вәзипиләрни атқуралмайду. Әгәр қериндаштин дуниявий ишида қурални тутуш тәләп қилинса вә у бундақ қилишни давамлаштурса, жуқурида ейтилғанлар униң вәзийитигә тегишлик. У башқа ишни издисә, яхширақ болатти *(Изаһәткә қараң.).
Худа хизмәтчиси өзини, аилисини вә мал-мүлкини қандақ һимайә қилишни һәм қәйәргә ишқа киришни өзи қарар қилиши керәк. Лекин шу қарарни Муқәддәс китап принциплириға тайинип қобул қилиши лазим. Даналиғи зор Худайимиз бу принципларни бизни яхши көргәнликтин бәргән. Шу сәвәптин Йәһва билән зич мунасивәттә болған мәсиһийләр өзлирини башқилардин һимайә қилиш үчүн қурал сақлимаслиққа қарар қилди. Әгәр Худаға тайинидиған вә һаятида Муқәддәс китап принциплирини қоллинидиған болса, улар мәңгү һәқиқий хатирҗәмликтә һаят кәчүрүдиғанлиғини билиду (Зәбур 97:10; Пәнд-нәсиһәтләр 1:33; 2:6, 7).
^ 3-абзац Худаниң хизмәтчиси озуқлиниш мәхсити билән овлаш яки өзини жиртқуч һайванлардин һимайә қилиш үчүн қурал (мәсилән, винтовка яки милтиқ) сақлашни қарар қилиши мүмкин. Лекин қурални қолланмиған чағда, униң оқлирини чиқириветиши, бәлким һәтта қуралниң өзини парчилиши яки қулуп селинидиған бехәтәр йәрдә тутуши керәк. Худаниң хизмәтчиси қурални тутушқа мәнъий қилинған, йә болмиса һөкүмәт қуралға егә болушни чәклигән яки назарәт қилидиған йәрләрдә яшиса, йәрлик қанунға бойсунуши лазим (Римлиқларға 13:1).
^ 6-абзац Бирси өзини қандақларчә зорлуқтин һимайә қилалайдиғанлиғини билиш үчүн «Ойғиниңлар!» (рус) журналиниң 1993-жил, 8-март санидики «Буниң алдини қандақ елишқа болиду?» намлиқ мақалигә қараң.
^ 2-абзац Қурал тутушни тәләп қилидиған иш һәққидә «Күзитиш мунариниң» (рус) 2005-жил, 1-ноябрь саниниң 31-бетидин вә 1984-жил, 1-февраль саниниң 18, 19-бәтлиридин көпирәк оқалайсиз.