Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

«Һәрқандақ адәмләргә» һисдашлиқ көрситәйли

«Һәрқандақ адәмләргә» һисдашлиқ көрситәйли

ӘЙСА өз әгәшкүчилиригә хуш хәвәр ейтишни үгәткәндә, адәмләрниң һәрдайим уларниң сөзини тиңшашни халимайдиғанлиғи һәққидә агаһландурған (Луқа 10:3, 5, 6). Бүгүнки күндиму биз ейтқан хәвәргә адәмләр охшаш инкас қайтуриду. Бәзилири қопал сөзлисә, башқилири ғәзәплиниду. Шундақ чағларда, биз үчүн адәмләргә һисдашлиқ көрситиш яки вәз қилиш қийин болуши мүмкин.

Башқиларға һисдашлиқ қилидиған адәм өзгиләрниң қийинчилиқлирини вә еһтияҗлирини көриду, уларға ич ағритиду вә ярдәм беришни халайду. Әгәр вәз хизмитидә учратқан адәмләргә һисдашлиқ көрсәтмисәк, немә иш болиду? Вәз қилиш қизғинлиғимиз совуп кетип, уларға хуш хәвәр ейтишни халимайдиған болумиз. Шундақ болса, адәмләргә ярдәм берәлмәймиз. Қизғинлиқни от билән селиштурушқа болиду. От ялқунлап көйүши үчүн көп отун керәк. Шуниңға охшаш, вәз хизмитидә қизғин болуш үчүн биз адәмләргә ич ағритишимиз керәк (Салоникилиқларға 1-хәт 5:19).

Һәтта қийинчилиқларға дуч кәлгинимиздә башқиларға һисдашлиқ көрситишни қандақ йетилдүрәләймиз? Биз Йәһва Худа, Әйса Мәсиһ яки әлчи Паулларни үлгә қилалаймиз.

ЙӘҺВАНИҢ ҺИСДАШЛИҒИНИ ҮЛГӘ ҚИЛИҢ

Нәччә миң жиллардин бу ян адәмләр Йәһва һәққидә ялған сөзләрни ейтип кәлгән. Шундақ болсиму, Йәһва «шүкүр ейтмайдиған вә рәзилләргиму меһрибандур» (Луқа 6:35, ЙД). У меһрибанлиғини қандақ көрситиду? Йәһва барлиқ инсанларға сәвирчан болуп, «һәрқандақ адәмләрниң» қутқузулушини халайду (Тимотийға 1-хәт 2:3, 4). Худа рәзилликни өч көрсиму, адәмләр Униң үчүн қиммәтлик вә У һечкимниң өлүшини халимайду (Петрусниң 2-хети 3:9).

Шәйтанниң адәмләрни өз ялғанчилиқлириға ишәндүрүшкә маһир екәнлигини Йәһва яхши билиду (Коринтлиқларға 2-хәт 4:3, 4). Көп адәмләр кичигидин Худа һәққидә ялған гәпләрни аңлиған. Шу сәвәптин, уларниң ой-пикри вә һис-туйғулири һәқиқәтни қобул қилишиға йол бәрмәйду. Амма Йәһва уларға ярдәм беришкә тәшна. Буни нәдин билимиз?

Мәсилән, Йәһваниң Нинәвәһ шәһиридики адәмләр һәққидә қандақ һиссиятта болғанлиғини көрүп чиқайли. Гәрчә улар зораван болсиму, Йәһва Юнус пәйғәмбәргә мундақ дегән: «Мениң оң қолини сол қолидин пәриқ қилалмайдиған йүз жигирмә миң киши турған... Нинәвәһдәк бу бүйүк шәһәрдикиләргә ичим ағрип рәһим қилишимға тоғра кәлмәмду?» (Юнус 4:11, КТ). Йәһва Өзи һәққидә һәқиқәтни билмигән шу адәмләргә ич ағритқан еди. Шуңа, У уларни агаһландуруш үчүн Юнусни әвәткән.

Бизму башқиларға Йәһвадәк һиссиятта болимиз. Адәмләр наһайити қәдирлик. Һәтта адәмләр һәқиқәтни қобул қилмайдиғандәк көрүнсиму, биз Йәһвани үлгә қилип, уларға Худа һәққидә билим елишқа ярдәм беришкә тәшна.

ӘЙСАНИҢ ҺИСДАШЛИҒИНИ ҮЛГӘ ҚИЛИҢ

Атисиға охшаш, Әйсаниңму адәмләргә ичи ағриған, «чүнки улар падичисиз қалған қойлардәк қийнилип һәм тарилип кәткән еди» (Мәтта 9:36). Әйса уларниң немә үчүн мундақ әһвалға чүшкәнлигини чүшәнгән. Диний рәһбәрләр уларға яман муамилә қилип, ялған тәлимләрни үгәткән еди. Гәрчә Әйса өз тәлимлирини аңлашқа кәлгәнләрниң көпинчиси һәрхил сәвәпләр түпәйли униң шагирти болмайдиғанлиғини билсиму, уларға көп тәлим бәргән (Марк 4:1—9).

Әгәр бири дәсләптә қулақ салмиса, үмүтсизләнмәң

Адәмниң һаятида өзгиришләр болғанда һәқиқәткә болған көзқаришиму өзгириши мүмкин

Адәмләр хуш хәвәргә соғуқ муамилидә болғанда, уларниң бундақ қилишиниң сәвәвини чүшинишкә тиришишимиз керәк. Бәлким, улар өзини мәсиһий дәп атиғанларниң яман ишлирини көргәнлиги сәвәплик, Муқәддәс китап яки мәсиһийләр һәққидә яман ой-пикирдә болуши мүмкин. Йә болмиса бәзиләр етиқадимиз һәққидә ялған сөзләрни аңлиғанду. Йәнә бәзиләр биз билән сөзләшсә, туққанлири вә холум-хошнилири уларни заңлиқ қилиду дәп қорқуши мүмкин.

Бәлким, биз учритидиған бәзи адәмләрниң бешиға еғир күн чүшүп, көңли сунған. Миссионер болуп хизмәт қилидиған бир аял қериндашниң ейтишичә, у вәз қилидиған районда уруш сәвәплик адәмләр һәммә мал-мүлкидин айрилған. Уларниң кәлгүсигә болған һечқандақ үмүти йоқ. Улар қаттиқ үмүтсизләнгәнликтин, һечкимгә ишәнмәйду. Бу райондики адәмләр һәрдайим Йәһва гувачилириниң вәз қилишини тохтитишқа урунған. Бир қетим бу қериндишимиз вәз қиливатқанда, бирси униңға һуҗум қилған.

Адәмләрниң униңға яман муамилә қилишиға қаримастин, бу қериндаш немә үчүн уларға һисдашлиқни көрситиду? У һәрдайим Пәнд-нәсиһәтләр 19:11дики: «Данишмәнлик егисини асанлиқчә аччиқланмайдиған қилар»,— дегән сөзләрни әстә тутушқа тиришиду. Шу райондики адәмләрниң баштин кәчүргәнлири һәққидә ойлаш униң шу кишиләргә һисдашлиқ көрситишигә ярдәм бериду. У учритидиған адәмләрниң һәммисила соғуқ муамилә қилмайду. Бу районда уни яхши тиңшайдиған бәзи адәмләр бар.

Бизму өз-өзүмиздин мундақ сорап көрсәк болиду: «Әгәр һәқиқәтни билмигән болсам, Йәһва гувачилири маңа вәз қилип кәлсә, қандақ инкас қайтурған болаттим?» Мәсилән, биз Гувачилар һәққидә көп ялған гәпләрни аңлиған болсақчу? Бәлким, бизму соғуқ муамилидә болуп, бизгә һисдашлиқ көрситилишкә муһтаҗ болаттуқ. Әйса: «Кишиләрниң силәргә қандақ муамилә қилишини халисаңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар,»,— дәп ейтқан. Шу сәвәптин, һәтта қийинчилиққа дуч кәлгәндә, башқиларниң ой-пикрини вә һис-туйғулирини чүшинишкә тиришип, сәвирчан болушимиз лазим (Мәтта 7:12).

ӘЛЧИ ПАУЛНИҢ ҺИСДАШЛИҒИНИ ҮЛГӘ ҚИЛИҢ

Әлчи Паул вәз қилғанда һәтта өзигә зораванлиқ қилған адәмләргә һисдашлиқ көрсәткән. Немә үчүн? Чүнки у илгири өзиниң қандақ адәм болғанлиғини әскә алған. Паул бу һәққидә: «Мән Худаға күпүрлүк қилғучи, тәқиплигүчи [зиянкәшлик қилғучи] һәм һакавур болсамму, маңа рәһимлик көрситилди, чүнки мән надан едим вә ишәнмигәнлигимдин мошундақ қилған едим»,— дәп ейтқан (Тимотийға 1-хәт 1:13). Паул өзигә Йәһва билән Әйсаниң зор меһир-шәпқәт көрсәткәнлигини билгән. У вәз хизмитигә қаршилиқ көрсәткән адәмләрни чүшәнгән, сәвәви илгири өзиму шундақ қилған еди.

Бәзидә Паул сахта тәлимләр қәлбидә чоңқур йилтиз тартқан адәмләрни учратқан. У шуларға қарита қандақ һиссиятта болған? Әлчиләр 17:16дә Паул Афина шәһиридә болғанда, шәһәрниң һәммә йерини бут қаплап кәткәнлигини көрүп, интайин беарам болди дәп тилға елинған. Бирақ Паул өзини үмүтсизләндүргән нәрсиләрни тилға елип, адәмләргә яхши гувалиқ бәргән (Әлчиләр 17:22, 23). «Барлиқ чариләрни ишлитип техиму көп кишиләрниң қутқузулуши үчүн» Паул вәз қилиш усулини өзгәртип, келип чиқиши һәр түрлүк адәмләргә һәрхил усулда сөз қилишқа адәтләнгән (Коринтлиқларға 1-хәт 9:20—23).

Хуш хәвәр ейтқинимизда соғуқ муамилидә болған яки хата тәлимләргә ишинидиған адәмләргә вәз қилғанда, Паулдин үлгә алсақ болиду. Шулар һәққидә билгәнлиримизгә асаслинип, уларға яхшилиқ хуш хәвәрни йәткүзәләймиз (Йәшая 52:7). Дороти исимлиқ қериндишимиз мундақ дәйду: «Бизниң районимиздики көплигән кишиләр “Худа таш жүрәк вә рәһим-шәпқәтсиз” дәп ойлайду. Мән мундақ адәмләрни Худаға ишәнгәнлиги үчүн махтаймән. Кейин Йәһваниң меһир-муһәббити вә келәчәккә болған вәдилири һәққидә Муқәддәс китапта немә йезилғанлиғини ейтип беримән».

«ЯМАНЛИҚНИ ЯХШИЛИҚ БИЛӘН ЙЕҢИҢЛАР»

Бу заманниң ахири йеқинлашқансири, бәзи адәмләрниң көзқариши «техиму рәзиллишип кетиду» (Тимотийға 2-хәт 3:1, 13). Бирақ биз башқиларниң хуш хәвәргә қайтурған инкаси сәвәплик һисдашлиқ вә шат-хорамлиғимизни жүтәрмәслигимиз керәк. Йәһва бизгә «яманлиқни яхшилиқ билән йеңиш» үчүн күч бериду (Римлиқларға 12:21). Джессика исимлиқ бир пионер қериндаш Йәһва гувачилирини вә хуш хәвәрни заңлиқ қилидиған тәкәббур адәмләрни дайим учритидиғанлиғини ейтиду. У йәнә: «Бу мени териктүриду. Бирақ бири билән сөһбәтлишишни башлиғанда, ичимдә Йәһваға дуа қилип, шу адәмгә Униң көзқариши билән қарашқа ярдәм сораймән»,— дәйду. Шундақ қилиш Джессикиға өз һис-туйғулирини биринчи орунға қоймай, башқиларға ярдәм беришни ойлашқа ярдәм бериду.

Биз һәқиқәтни тепишқа интилғанларни һармай-талмай издәймиз

Вақит-саати кәлгәндә бәзиләр ярдәмни қобул қилип, һәқиқәтни тонуши мүмкин

Биз биллә вәз қиливатқан қериндашларниму илһамландурушқа тиришишимиз керәк. Джессика қериндашлар билән вәз қилғанда бири қаршилиқ көрсәтсә, диққитини буниңға ағдурмайдиғанлиғини ейтиду. Буниң орниға, у диққитини яхши нәрсиләргә қаритиду, мәсилән, адәмләр тиңшимиған болсиму, вәз хизмәттики яхши нәтиҗиләр һәққидә сөзләйду.

Вәз қилишниң бәзидә биз үчүн қийин болидиғанлиғини Йәһва Худа яхши билиду. Амма биз Уни үлгә қилип, башқиларға меһир-шәпқәт көрсәткәндә, Униң көңли хурсән болиду! (Луқа 6:36). Әлвәттә, Йәһваниң бу дуния кишилиригә көрситиватқан меһрибанлиғи вә сәвирчанлиғи мәңгүгә давамлашмайду. Худа Өзи бәлгүлигән вақит-саат кәлгәндә бу дунияни вәйран қилидиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Шу вақит кәлгичә, биз вәз хизмитимизни җиддий давамлаштуримиз (Тимотийға 2-хәт 4:2). Ундақта, келиңлар, қизғинлиқ билән вәз қилип, «һәрқандақ адәмләргә» чин жүрәктин һисдашлиқ көрситәйли!