29-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
«Берип... шагиртларни тәйярлаңлар»
«Берип барлиқ хәлиқләрдин... шагиртларни тәйярлаңлар» (МӘТ. 28:19).
144-НАХША Һаят беридиған хәвәр
БУ МАҚАЛИДӘ a
1, 2. a) Мәтта 28:18—20гә асасән, җамаәтниң әң асасий мәхсити қандақ? ә) Мошу мақалидә қандақ соалларға җавап тапимиз?
ӘЙСА тирилгәндин кейин Җәлилийәдики бир таққа чиқип, шагиртлири билән жиғилған еди. Бу шагиртлар үчүн һаяҗанлиқ бир вақиә болған (Мәт. 28:16). Еһтимал, шу чағда Әйса «500дин ошуғирақ қериндашларға көрүнгән» (Кор. 1-х. 15:6). Әйса шагиртлири билән шу йәрдә немә үчүн җәм болған? У уларға интайин муһим вәзипә тапшурған: «Берип барлиқ хәлиқләрдин... шагиртларни тәйярлаңлар» (Мәтта 28:18—20ни оқуң).
2 Әйсаниң сөзлирини аңлиған шагиртлар кейинирәк биринчи әсирдики җамаәтниң әзалири болған еди. Шу җамаәтниң асасий мәхсити көпирәк адәмләргә Мәсиһниң шагирти b болушқа ярдәм бериш болған. Бүгүнки күндә дунияниң җай-җайлиридики он миңлиған җамаәтләрниңму асасий мәхсити охшаш. Бу мақалидә биз төрт соалға җавап тапимиз: шагирт тәйярлаш немә үчүн шунчә муһим? Буниң үчүн немә қилишимиз лазим? Худаниң һәммә хизмәтчилири шагирт тәйярлиши керәкму? Бу ишни орунлаш үчүн немә сәвәптин сәвир-тақәтлик болушимиз керәк?
ШАГИРТ ТӘЙЯРЛАШ НЕМӘ ҮЧҮН ШУНЧӘ МУҺИМ?
3. Йоһан 14:6; 17:3кә асасән, шагирт тәйярлаш иши немә үчүн муһим?
3 Шагирт тәйярлаш иши немә үчүн муһим? Чүнки пәқәтла Әйсаниң шагиртлири Худаниң дости болалайду. Шундақла Әйсаниң изидин маңғанлар бүгүнки күндә хошал-хорам һаят кәчүрүпла қоймай, келәчәктә мәңгү яшалайду (Йоһан 14:6; 17:3ни оқуң). Әйса бизгә муһим вәзипини тапшурған, амма биз уни ялғуз орунлалмаймиз. Әлчи Паул өзи вә йеқин шериклири тоғрисида: «Биз — Худаниң хизмәтдашлири»,— дегән (Кор. 1-х. 3:9). Йәһва Худа вә Әйса намукәммәл адәмләргә нәқәдәр чоң шан-шәрәплик ишни тапшурған!
4. Иван вә Матильданиң мисалидин немини үгинимиз?
4 Шагирт тәйярлаш иши бизгә көп хошаллиқ әкелиду. Колумбиядә яшайдиған Иван вә Матильда исимлиқ әр-аялниң мисалини көрүп чиқайли. Улар Давьер исимлиқ яш жигиткә вәз қилиду. Давьер: «Мән һаятимни өзгәртишни бәк халисамму, бу қолумдин кәлмәйду»,— дегән. У кәспий боксчи болған, һарақ ичип, наркотикни истимал қилған вә Эрика исимлиқ қиз билән яшиған. Иван мундақ дәйду: «Биз Давьерға йолуқуш үчүн патқақ йолда велосипед билән бирнәччә саат меңип, жирақ бир йезиға бараттуқ. Давьерниң өзгәргәнлигини байқиған Эрика Муқәддәс китапни үгинишни башлиди». Вақит өтүп Давьер наркотикни, һарақни, боксни ташлап, Эрика билән қануний некадин өтти. Матильда мундақ дәйду: «2016-жили Давьер билән Эрика чөмдүрүлүштин өткән чағда, Давьерниң “Мән һаятимни өзгәртишни бәк халисамму, бу қолумдин кәлмәйду” дегән сөзлири есимизгә чүшкәндә, өзүмизни туталмай, көз яш қилдуқ». Адәмләргә Әйсаниң шагирти болушқа ярдәм бериштин артуқ хошаллиқ йоқ.
ШАГИРТ ТӘЙЯРЛАШ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШИМИЗ ЛАЗИМ?
5. Шагирт тәйярлаш үчүн биринчи новәттә немә қилишимиз керәк?
5 Шагирт тәйярлаш үчүн биринчи новәттә Йәһва тоғрилиқ билишни халайдиған адәмләрни издишимиз керәк (Мәт. 10:11). Адәмләрниң һәммисигә Йәһва тоғрилиқ ейтип бәргәндә, биз һәқиқий Йәһва гувачиси вә Әйсаниң һәқиқий шагирти екәнлигимизни испатлаймиз. Чүнки биз униң вәз қилиш буйруғини орунлаймиз.
6. Вәз хизмитидә утуққа еришиш үчүн немә қилишимиз керәк?
6 Бәзи адәмләр Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрни билишкә тәшна. Амма көплири һәқиқәткә дәрһалла қизиқмайдиғандәк көрүниду. Шуңа уларниң қизиқишини ойғитиш үчүн күч чиқиришимиз зөрүр. Вәз хизмитидә утуққа еришиш үчүн яхши тәйярлиқ қилишимиз керәк. Буниң үчүн, адәмләргә қизиқ болидиған мавзуларни таллап, шу мавзуларда тәвсийә тәйярлашқа болиду.
7. Сөһбәтни қандақ башлисақ болиду? Адәмләрни зәң қоюп тиңшаш вә көзқаришини һөрмәтләш немә үчүн муһим?
7 Мәсилән, сөһбәтни башлаш үчүн адәмгә мундақ соал қойсиңиз болиду: «Бүгүнки күндә некадин аҗришиш интайин кәң тарқалған. Шундақ әмәсму? Қандақ ойлайсиз, аилә бәхитлик болуш үчүн немә қилиш керәк?» Кейин сиз Колосилиқларға 3:18, 19ни оқуп чүшәндүрсиңиз болиду. Мәйли немә һәққидә сөзлимәң, адәмләр тоғрилиқ ойлаң. Улар Муқәддәс китаптин қандақ пайда алалайдиғанлиғини ойлап көрүң. Адәмләр билән сөзләшкәндә, зәң қоюп тиңшап, уларниң көзқаришини һөрмәтләң. Шу чағда адәмләрни яхширақ чүшинәләйсиз вә улар сизни көңүл қоюп тиңшиши мүмкин.
8. Адәмләргә немә үчүн қайта-қайта беришимиз керәк?
8 Бирси билән Муқәддәс китапни үгинишни башлаштин авал, униңға қайта йолуқуш үчүн вақит бөлүп, күч чиқириш керәк. Чүнки адәмләргә қайта кәлгәндә, улар өйидә болмаслиғи мүмкин. Бәлким, бир киши Муқәддәс китапни үгинишкә тәйяр болуши үчүн униңға бир нәччә қетим келишкә тоғра келиду. Мәсилән, өсүмлүкни дайим суғирип турсақ, у яхши өсиду. Шуниңға охшаш, адәм билән Муқәддәс китап тоғрилиқ дайим сөзлишип турсақ, униң Йәһва Худаға вә Әйсаға болған меһир-муһәббити ашиду.
ХУДАНИҢ ҺӘММӘ ХИЗМӘТЧИЛИРИ ШАГИРТ ТӘЙЯРЛИШИ КЕРӘКМУ?
9, 10. Немә үчүн сәмимий адәмләрни издәшкә Худаниң һәммә хизмәтчилири қатнишиду дәп ейталаймиз?
9 Сәмимий адәмләрни тепиш үчүн Худаниң һәммә хизмәтчилири күч чиқириду. Бу иш йоқап кәткән балини издәш ишиға охшайду. Қандақларчә? Илгири йүз бәргән бир вақиәни тилға алайли. Бир дөләттә үч яшлиқ кичик бала йоқап кәткән. Уни издәшкә тәхминән 500 адәм қатнашқан. 20 саат өткәндин кейин издәшкә қатнашқанларниң бири балини көмүқонақ етизидин тапқан. Шу киши адәмләрниң махтишини қобул қилмай: «Балини ялғуз мән әмәс, йүзлигән адәм издидуққу»,— дәп ейтқан.
10 Көп адәмләр шу йоқалған балиға охшайду. Улар үмүт үзгән вә ярдәмгә муһтаҗ (Әфәс. 2:12). Сәккиз миллиондин ошуқ қериндашлиримиз шундақ адәмләрни издимәктә. Бәлким, сиз Муқәддәс китапни үгинишни халайдиған адәмни тапалмиғансиз. Амма башқа қериндашлар Худаниң Сөзидики һәқиқәтни билишни халайдиған адәмни тапқан болуши мүмкин. Һәқиқәтни билгүси кәлгән адәмни кимниң тепишидин қәтъийнәзәр, униң Әйсаниң шагирти болғанлиғини көргәндә, һәммимиз хошал болумиз, чүнки уни издәшкә һәммимиз қатнаштуқ.
11. Сиз бири билән Муқәддәс китапни үгәнмисиңизму , шагирт тәйярлаш ишиға қандақ қатнишалайсиз?
11 Һәтта һазирчә сиз бири билән Муқәддәс китап үгинишини башлимиған болсиңизму, шагирт тәйярлаш ишиға башқа йоллар билән қатнишалайсиз. Мәсилән, Ибадәт өйигә биринчи қетим кәлгән адәмни қучақ йейип қарши алалайсиз вә униңға көңүл бөләләйсиз. Шу чағда у Әйсаниң һәқиқий шагиртлири екәнлигимизни меһир-муһәббитимиздин көрәләйду (Йоһ. 13:34, 35). Җамаәттә бәргән җаваплириңиз қисқа болсиму, чин жүрәктин вә һөрмәт билән сөзлигәнлигиңиздин йеңидин кәлгәнләр көп нәрсини үгинәләйду. Йеқинда җамаәттә вәз қилишни башлиған бири билән вәзгә чиқип, Муқәддәс китапни пайдилинип тәлим беришигә ярдәм берәләйсиз. Шундақ қилип, сиз униңға Әйсадин үлгә елишни үгитисиз (Луқа 10:25—28).
12. Шагирт тәйярлаш үчүн алаһидә бир қабилийәт керәкму? Чүшәндүрүп бериң.
12 Шагирт тәйярлаш үчүн алаһидә бир қабилийәткә егә болушниң һаҗити йоқ. Буни Боливиядә яшайдиған Фаустина қериндишимизниң мисали ениқ көрситиду. У Йәһва гувачилири билән биринчи қетим учрашқанда хәт тонумиған. Бирақ кейин хәт оқушни кичиккинә үгәнгән. Һазир у чөмдүрүлүштин өткән вә башқиларға тәлим беришни яхши көриду. Адәттә у һәр һәптә бәш адәм билән Муқәддәс китапни үгиниду. Фаустина өзиниң оқуғучилиридәк яхши оқалмисиму, у алтә адәмниң чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм бәргән (Луқа 10:21).
13. Ишлиримиз көп болсиму, шагирт тәйярлаш ишиға қатнашсақ, қандақ бәрикәтләргә егә болалаймиз?
13 Көплигән қериндашларниң ишлири чачтин тола болсиму, улар адәмләр билән Муқәддәс китапни үгиниш үчүн вақит чиқирип, көп хошаллиқ тапиду. Аляскида яшайдиған Мелани қериндашниң мисалини көрүп чиқайли. У сәккиз яшлиқ қизини ялғуз тәрбийилигән. У йәнә пүтүн күн ишләп, шундақла рак кесили билән ағриған дадисиға ғәмхорлуқ қилған. Мелани яшайдиған кичик шәһәрдә у бирла Йәһва гувачиси болған. У соғ һава райиға қаримастин вәз хизмитигә чиқиш үчүн Йәһваға дайим дуа қилип күч сориған. Сәвәви Мелани Муқәддәс китап үгинишни халайдиған адәмни тепишни интайин халиған. Кейин у Сара исимлиқ аялни учраштурған. Сара Худаниң исмини билип бәк хошал болди. Көп өтмәй, у Муқәддәс китапни үгинишни башлиди. Мелани мундақ дәйду: «Һәр җүмә күни кәчтә һерип-чарчап, өйгә аран-аран йетип кәлсәмму, қизим иккимиз Муқәддәс китап үгинишни өткүзүшкә бараттуқ. Буниңдин һәр иккимиз көп пайдиға ериштуқ. Биз Сараниң соаллириға җавап тепишни яхши көрәттуқ. Униң Йәһва Худа билән дост болғанлиғини көрүп наһайити хошал болдуқ». Сара қаршилиқларға қаримастин, чиркодин кетип, чөмдүрүлүштин өткән еди.
ШАГИРТ ТӘЙЯРЛАШ ҮЧҮН СӘВИР-ТАҚӘТ КЕРӘК
14. а) Шагирт тәйярлаш ишини немә үчүн белиқчилиқ билән селиштурушқа болиду? ә) Паулниң Тимотийға 2-хәт 4:1, 2дики сөзлиригә мас биз немә қилишимиз керәк?
14 Хизмитиңиз нәтиҗисиз болуп көрүнсиму, Муқәддәс китапни үгинишни халайдиған адәмни тепиштин үмүт үзмәң. Әйса шагирт тәйярлаш ишини белиқчилиқ билән селиштурған. Белиқчилар белиқ тутуш үчүн көп вақит сәрип қилиду. Адәттә улар кәч киргәндә яки таң сәһәрдә ишләйду, бәзи вақитларда жирақ йәрләргә сәпәр қилишқа тоғра келиду (Луқа 5:5). Шуниңға охшаш, бәзи етиқатдашлар шагирт тәйярлаш үчүн һәр түрлүк вақитта вә җайларда вәз қилип, көп вақит сәрип қилиду. Немә үчүн? Шундақ қилип, улар мүмкинқәдәр көпирәк адәмләргә хуш хәвәрни йәткүзәләйду. Көп тәр төкүп әмгәк қилидиған вәз ейтқучилар адәттә хуш хәвәргә қизиқидиған адәмләрни учритиду. Сизму адәмләрни көпирәк учритишқа болидиған вақитта яки җайда вәз қилиш үчүн күч чиқираламсиз? (Тимотийға 2-хәт 4:1, 2ни оқуң).
15. Немә үчүн Муқәддәс китап үгинишни өткүзгәндә сәвир-тақәтлик болушимиз керәк?
15 Немә үчүн Муқәддәс китап үгинишни өткүзгәндә сәвир-тақәтлик болушимиз керәк? Униң бир сәвәви — биз адәмгә Муқәддәс китаптики тәлимләрни билип, уларни яхши көрүшни үгитипла қоймай, Муқәддәс китапниң муәллипи Йәһва Худани тонуп-билишкә вә Уни яхши көрүшкә ярдәм беримиз. Биз адәмгә пәқәт Әйса шагиртлиридин немини тәләп қилидиғанлиғини әмәс, Худаниң һәқиқий хизмәтчиси болуш үчүн қандақ һаят кәчүрүш керәклигини үгитишимиз керәк. Оқуғучи Муқәддәс китаптики принципларни әмәлийәттә қоллинишқа тиришқанда, униңға сәвирчанлиқ билән ярдәм беришимиз лазим. Бәзиләр көзқарашлирини вә адәтлирини бирнәччә айниң ичидә өзгәртиду. Башқиларға болса, өзгириш үчүн көп вақит керәк болиду.
16. Рауль билән болған вақиәдин немини үгинәләймиз?
16 Перу дөлитидә миссионер болуп хизмәт қилған бир қериндишимиз сәвир-тақәтлик болушниң қанчилик пайдилиқ екәнлигини көргән. У мундақ дегән: «Мән Рауль исимлиқ киши билән Муқәддәс китапни үгәндим. Биз икки китапни оқуп түгәттуқ. Лекин униңға һаятини өзгәртиш интайин қийин болған еди. Сәвәви у ағзини яман қилған, аилисидә көп қийинчилиқлар болған вә униң балилири уни һөрмәтлимигән. Бирақ буниңға қаримастин, у җамаәткә пат-пат келәтти, мәнму униңға вә униң аилисигә ярдәм беришни тохтатмидим. Үч жилдин көпирәк вақит өткәндин кейин Рауль чөмдүрүлүштин өтти».
17. Келәрки мақалидә немини көрүп чиқимиз?
17 Әйса бизгә: «Берип барлиқ хәлиқләрдин... шагиртларни тәйярлаңлар»,— дегән. Мошу тапшуруқни орунлаш үчүн көзқариши бизниңкидин пәриқлинидиған адәмләр билән сөзлишишимизгә тоғра келиду. Мәсилән, бирлири һечқандақ динни қобул қилмайду, йәни бәзилири болса, Худаниң бар екәнлигигә ишәнмәйду. Келәрки мақалидә шундақ адәмләргә хуш хәвәрни қандақ йәткүзүшкә болидиғанлиғини көрүп чиқимиз.
44-НАХША Хошаллиқ билән һосул жиғимиз
a Худаниң һәқиқий хизмәтчилириниң әң асасий вәзиписи — адәмләргә Әйсаниң шагирти болушқа ярдәм бериш. Бу мақалидә мошу вәзипини орунлашқа ярдәм беридиған әмәлий мәслиһәтләрни көрүп чиқимиз.
b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Мәсиһниң шагирти болуш үчүн Әйса үгәткән тәлимләрни үгинипла қоймай, шу тәлимләрни әмәлийәттә қоллиниш һәм имканийәтниң баричә униң изидин әгишип меңишимиз лазим (Пет. 1-х. 2:21).
c СҮРӘТТӘ: Дәм елишқа кетиватқан бир әр киши аэропортта Йәһва гувачилиридин әдәбиятни алди. Кейин дәм елиш вақтида у Йәһва гувачилириниң адәм көп җайда вәз қиливатқанлиғини көрди. У өйгә қайтип кәлгәндин кейин, Йәһва гувачилири униң өйигә вәз қилиш үчүн кәлди.
d СҮРӘТТӘ: Шу киши Муқәддәс китапни үгинишкә башлиди вә кейин чөмдүрүлүштин өтти.