Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

28-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Паалийитимиз мәнъий қилинғандиму, давамлиқ Йәһваға ибадәт қилайли!

Паалийитимиз мәнъий қилинғандиму, давамлиқ Йәһваға ибадәт қилайли!

«Биз болсақ, көргинимизни вә аңлиғинимизни ейтмай туралмаймиз» (ӘЛЧ. 4:19, 20).

32-НАХША Тәврәнмәй чиң турайли!

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. a) Паалийитимизниң мәнъий қилиниши бизни немә үчүн һәйран қалдурмайду? ә) Бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?

 2018-хизмәт жилиниң һесавитиға асасән, 223000дин көпирәк қериндашлиримиз бизниң иш-паалийитимиз мәнъий қилинған яки чәкләнгән дөләтләрдә яшайду. Буниңға һәйран қелишимиз керәкму? Яқ, чүнки авалқи мақалидин һәқиқий мәсиһийләрниң зиянкәшликкә учрайдиғанлиғини билдуқ (Тим. 2-х. 3:12). Мәйли қәйәрдә яшайли, һөкүмәт туюқсизла көйүмчан Атимиз Йәһваға ибадәт қилишни мәнъий қилиши мүмкин.

2 Сиз яшайдиған дөләттики һөкүмәт тәшкилатимизниң паалийитини мәнъий қилса, сиздә мошундақ соаллар пәйда болуши мүмкин: «Зиянкәшликкә учриғанлиғимиз Худа бизгә нарази екәнлигини билдүрәмду? Әнди биз Йәһваға ибадәт қилишни тохтитимизму? Мән Худаға әркин ибадәт қилалайдиған җайға көчүшүм керәкму?» Бу мақалидә мошу соалларға җавап алимиз. Шундақла иш-паалийитимиз мәнъий қилинғанда, Йәһваға давамлиқ хизмәт қилиш үчүн немә қилишимиз вә немидин нери турушимиз керәклигини көрүп чиқимиз.

ХУДА БИЗГӘ НАРАЗИМУ?

3. Коринтлиқларға 2-хәт 11:23—27гә асасән, Паул қандақ зиянкәшликкә учриған вә униң мисалидин қандақ савақ алимиз?

3 Һөкүмәт ибадитимизни мәнъий қилса, Худа бизгә нарази вә биз Униң бәрикитидин айрилип қалдуқ, дәп ойлап қелишимиз мүмкин. Лекин шуни унтумайли: зиянкәшликкә учриғанлиғимиз Йәһва бизгә рази әмәслигини билдүрмәйду. Әлчи Паулниң мисалини көрүп чиқайли. Униң Худани хошал қилғанлиғи сөзсиз. Паул Грек язмилар арисидики 14 хәт язған вә башқа хәлиқләр үчүн әлчи болуп хизмәт қилған. Буниңға қаримастин, у қаттиқ зиянкәшликкә дуч кәлгән (Коринтлиқларға 2-хәт 11:23—27ни оқуң). Паулниң мисалидин көргинимиздәк, Йәһва Худа садиқ хизмәтчилириниң зиянкәшликкә учришиға йол қоюши мүмкин.

4. Немә үчүн бу дуниядики адәмләр бизни өч көриду?

4 Әйса синақларға немә сәвәптин дуч келидиғанлиғимизни чүшәндүргән. Униң ейтишичә, биз бу дуниядин болмиғанлиқтин, бу дуниядики адәмләр бизни өч көриду (Йоһ. 15:18, 19). Адәмләрниң бизгә қарши чиққанлиғи, биз Йәһваниң бәрикитидин айрилип қалғанлиғимизни әмәс, әксинчә тоғра иш қилип, һәқ йолда меңиватқанлиғимизни испатлайду.

ЙӘҺВАҒА ИБАДӘТ ҚИЛИШНИ ТОХТИТИМИЗМУ?

5. Адәмләр Йәһваниң ишини тохтиталамду? Мисал кәлтүрүң.

5 Адәмләр Һәммигә Қадир Худайимиз Йәһваниң ишини һәргизму һеч тохтиталмайду. Көплири тохтитишқа тиришсиму, қолидин һечнәрсә кәлмигән. Мәсилән, Иккинчи дуния уруши мәзгилидики вәзийәтни алайли. Шу вақитта Худаниң хәлқи нурғун дөләтләрдә вәһший зиянкәшликкә дуч кәлгән. Йәһва гувачилириниң паалийити пәқәт нацист Германиясидила әмәс, Австралия, Канада вә башқа дөләтләрдиму мәнъий қилинған. Буниң нәтиҗиси қандақ болған? 1939-жили туюқсиз уруш башланғанда, дунияда 72475 Йәһва гувачиси болған. Уруш 1945-жили ахирлашқанда, уларниң сани 156299ға йәткән. Йәһваниң ярдими билән қериндашларниң сани икки һәссидин ошуқ көпәйгән!

6. Қаршилиқлар қандақ пайда әкелиши мүмкин? Мисал кәлтүрүң.

6 Қаршилиққа дуч кәлгәндә, қорқуш — тәбиий әһвал. Лекин қаршилиқлар бизни Йәһваға көпирәк хизмәт қилишқа дәвәт қилиши мүмкин. Келиңлар, кичик балиси бар бир әр-аялниң мисалини көрүп чиқайли. Улар паалийитимиз мәнъий қилинған дөләттә яшиған. Қорқунуч сәвәплик Йәһваға азирақ хизмәт қилишниң орниға, бу әр-аял пионер болуп хизмәт қилишни башлиған. Буниң үчүн аяли һәтта җуқури маашлиқ ишидин чиқип кәткән. Йолдишиниң ейтишичә, паалийитимиз мәнъий қилинғанда, адәмләрниң Йәһва гувачилири тоғрилиқ көп соаллири пәйда болған еди. Шуниң үчүн униңға адәмләр билән Муқәддәс китапни үгинишни башлаш оңай болған. Буниң пайдиси башқиларғиму тәгди. Шу дөләттики бир ақсақал ейтқандәк, Йәһваға ибадәт қилишни тохтатқан нурғун қериндашлар җамаәткә қайтип кәлгән вә вәз хизмитигә қатнишишни башлиған.

7. a) Ләвийләр 26:36, 37дин немини үгинәләймиз? ә) Паалийитимиз мәнъий қилинса, сиз немә қилисиз?

7 Дүшмәнләр паалийитимизни мәнъий қилиш арқилиқ бизни қорқутуп, хизмитимизни тохтитишни үмүт қилиду. Униңдин башқа улар биз тоғрилиқ ялған мәлуматларни тарқитиши, өйлиримизни ақтуруши, сотларға тартиши яки түрмигә ташлиши мүмкин. Бәзи қериндашларни түрмигә қамап, бизни попуза қилишқа тиришиду. Әгәр улардин вә уларниң ишлиридин қорқсақ, хизмәттә қизғинлиғимизни йоқитип, һәтта Йәһваға хизмәт қилишни тохтитишимиз мүмкин. Биз Ләвийләр 26:36, 37дә (оқуң) тәсвирлигән адәмләргә охшаш болушни халимаймиз. Паалийитимиз мәнъий қилинсиму, роһий ишлиримизни тохтатмай, қизғинлиқ билән хизмәт қилишни давамлаштуримиз. Биз пүтүнләй Йәһваға тайинип, һеч һодуқмаймиз (Йәшая 28:16). Шу чағда Йәһваға дуа қилип йол-йоруқ издәймиз. Йәһва бизгә яр-йөләк болиду. Шуңа, һәтта әң күчлүк инсаний һөкүмәтниңму Худаға садиқ хизмәт қилишимизға тосалғу болалмайдиғанлиғиға ишәнчимиз камил (Ибр. 13:6).

БАШҚА ДӨЛӘТКӘ КӨЧҮШҮМ КЕРӘКМУ?

8, 9. a) Аилә беши қандақ қарарни өзи чиқириши керәк? ә) Дана қарар чиқиришқа немә ярдәм бериду?

8 Сизниң дөлитиңиздә паалийитимиз мәнъий қилинса, Йәһваға әркин хизмәт қилиш үчүн башқа дөләткә көчүш тоғрилиқ ойлишиңиз мүмкин. Бу һәрбир қериндашниң шәхсий қарари. Мәсилән, бәзи қериндашлар биринчи әсирдики етиқатдашлар зиянкәшликкә дуч кәлгәндә немә қилғанлиғи тоғрилиқ мулаһизә қилиду. Дүшмәнләр Истипанни өлтүргәндин кейин, шагиртлар Йерусалимдин Йәһудийә, Самарийә, һәтта Финикийә, Кипр вә Антакягә охшаш жирақ җайларға көчүп кәткән (Мәт. 10:23; Әлч. 8:1; 11:19). Биринчи әсирдики мәсиһийләр зиянкәшликниң йеңи долқуниға дуч кәлгәндә, әлчи Паул вәз ишиға қаршилиқ қилинған җайларда қелишни қарар қилған. Һаяти хәвп-хәтәр астида болсиму, у шу җайларда хуш хәвәрни тарқитип, қериндашларни мустәһкәмләшкә бар күчини чиқарған (Әлч. 14:19—23).

9 Бу вақиәләрдин қандақ савақ алимиз? Көчүш-көчмәсликни қарар қилиштин авал аилә беши дуа қилип, аилисиниң әһвалини нәзәргә елиши вә көчүшниң яхши һәм яман тәрәплирини таразиға селип көрүши лазим. Бу қарарни һәрбир аилә өзи чиқириши керәк. Бу мәсилидә Худаниң һәрбир хизмәтчиси «өз жүкини көтириду» (Гал. 6:5). Биз башқиларни чиқарған қарари үчүн әйиплимәслигимиз керәк.

ҚАНДАҚ ИБАДӘТ ҚИЛИМИЗ?

10. Филиалдики қериндашлар вә ақсақаллар йол-йоруқни қандақ бериду?

10 Паалийитимиз мәнъий қилинғанда Йәһваға ибадәт қилишни қандақ давамлаштуралаймиз? Филиал һәрбир җамаәттики ақсақалларға роһий озуқни қәйәрдин елиш, учришишларни өткүзүш һәм вәз ишини орунлаштурушқа мунасивәтлик көрсәтмиләр билән әмәлий мәслиһәтләрни бериду. Бәйтәлдики қериндашлар ақсақаллар билән алақә қилалмиса, ақсақаллар сизгә вә җамаәттикиләрниң һәммисигә Йәһваға давамлиқ ибадәт қилишқа ярдәм бериду. Улар Муқәддәс китап вә әдәбиятлиримизда берилгән көрсәтмиләргә асаслинип, йол-йоруқ бериду (Мәт. 28:19, 20; Әлч. 5:29; Ибр. 10:24, 25).

11. Биздә роһий озуқ һәрқачан болидиғанлиғиға немә үчүн ишинәләйсиз? Роһий озуқсиз қалмаслиқ үчүн немә қилалайсиз?

11 Йәһва Худа Өз хизмәтчилирини мол роһий озуқ билән тәминләйдиғанлиғини вәдә қилған (Йәшая 65:13, 14; Луқа 12:42—44). Шуниң үчүн Йәһваниң Өз тәшкилати арқилиқ сизгә садиқ болуп қелишиңизға ярдәм бериш үчүн керәк болғанниң һәммисини беридиғанлиғи сөзсиз. Сиз өз тәрипиңиздин немә қилалайсиз? Паалийитимиз мәнъий қилинғанда, Муқәддәс китавиңизни вә қолуңиздики башқа әдәбиятларни йошурушқа болидиған бир җайни тепиң. Бу қиммәтбаһа әдәбиятлиримизни, бесип чиқирилған яки электронлуқ нусхиси болсун, оңайла тепивалидиған җайға қоймаң. Һәрбиримиз роһий җәһәттин күчлүк болуп қелиш үчүн амал тепишимиз керәк.

Йәһваниң ярдими билән биз һечнәрсидин қорқмай, биллә ибадәт қилиш үчүн җәм болимиз (12-абзацқа қараң) b

12. Ақсақаллар җамаәт учришишлирини қандақ уюштуруши мүмкин?

12 Җамаәт учришишлири қандақ өткүзүлиду? Ақсақаллар учришишларни башқиларниң диққитини җәлип қилмайдиған усулда уюштуриду. Мәсъулийәтлик бурадәрләр җамаәттикиләрни кичик топларға бөлүп, учришишларниң вақтини вә җайини пат-пат өзгәртип туруши мүмкин. Учришишларға келиватқанда яки улардин кетиватқанда, қериндашларни хәтәргә салмаслиқ үчүн, пәс авазда сөзлисиңиз яхши болиду. Шуниң билән, башқиларниң диққитини тартидиған кийим-кечәкләрни кийиштин сақлинишимиз керәк.

Паалийитимиз мәнъий қилинсиму, биз вәз қилишни тохтатмаймиз (13-абзацқа қараң) c

13. Совет Иттипақидики қериндашлардин қандақ үлгә алалаймиз?

13 Һәрбир җайниң вәзийити охшимиғанлиқтин, вәз иши һәр түрлүк уюштурулуши мүмкин. Биз Йәһвани яхши көримиз вә адәмләргә Униң Падишалиғи тоғрилиқ ейтишни халаймиз, шу сәвәптин вәз қилишниң амалини тапимиз (Луқа 8:1; Әлч. 4:29). Тарихшунас Эмили Бэран Совет Иттипақидики Йәһва гувачилириниң вәз иши тоғрилиқ мундақ язған: «Һөкүмәт Йәһва гувачилириниң вәз ишини мәнъий қилғанда, улар етиқади һәққидә холум-хошнилириға, хизмәтдашлириға вә достлириға ейтқан. Кейин мәҗбурий әмгәк лагерьлириға әвәтилгәндә, улар түрмидики кишиләргә вәз қилған». Паалийитимиз мәнъий қилинған болсиму, қериндашлар вәз қилишни тохтатмиған. Сизниң дөлитиңиздә шундақ болса, шу садиқ қериндашлардин үлгә елиң!

НЕМИДИН НЕРИ ТУРУШИМИЗ КЕРӘК?

«Сүкүт қилиш» вақтини билишимиз керәк (14-абзацқа қараң) d

14. Зәбур 39:1дики сөзләргә асасән, биз немидин пәхәс болушимиз керәк?

14 Башқиларға немә ейтидиғанлиғиңизға пәхәс болуң. Паалийитимиз мәнъий қилинғанда сүкүт қилиш вақти болиду (Вәз 3:7). Биз мәхпий мәлуматларни һечкимгә ейтмаслиғимиз керәк. Мәсилән, буниңға қериндашларниң исимлири, учришишлар өтидиған җайлар, қандақ вәз қилидиғанлиғимиз вә роһий озуқни қәйәрдин алидиғанлиғимиз кириду. Биз бу мәлуматларни һөкүмәт әмәлдарлириғиму, өз дөлитимиздики яки башқа йәрләрдики қоюқ арилишидиған достлиримизғиму, уруқ-туққанлиримизғиму ейтмаймиз. Бу тәрәптин пәхәс болмисақ, қериндашлиримизни хәвп-хәтәргә учритишимиз мүмкин (Зәбур 39:1ни оқуң).

15. Шәйтан немә қилишқа тиришиду вә униң тузиғиға чүшүп қалмаслиқ үчүн немә қилалаймиз?

15 Ушшақ-чүшшәк келишмәсликләрниң аримизда бөлгүнчилик пәйда қилишиға йол бәрмәң. Аилидә бөлүнүш болса, униң вәйран болидиғанлиғини Шәйтан яхши билиду (Марк 3:24, 25). Шуңа, у аримизда бөлүнүш пәйда қилишқа тиришиду. Шәйтан униңға қарши турушимизниң орниға, бир-биримиз билән җедәл-маҗира қилишимизни халайду.

16. Гертруд Пётцингер қериндишимизниң мисалидин немини үгинәләймиз?

16 Шәйтанниң бу тузиғиға һәтта роһий җәһәттин йетилгән етиқатдашларму чүшүп қелиши мүмкин. Гертруд Пётцингер вә Эльфриде Лёр исимлиқ майланған қериндашларниң мисалини көрәйли. Улар башқа қериндашлар билән нацист җаза лагериға қамалған. Шу йәрдә Эльфриде қериндаш башқа етиқатдашларни илһамландуруп нутуқ ейтқанда, Гертруд қериндаш көрәлмәслик қилған. Кейин у өз ишидин уйилип, Йәһваға ялвуруп дуа қилип, ярдәм сориған. У: «Башқиларниң қабилийити вә вәзипилири бизниңкидин көпирәк болғанлиғини етирап қилишимиз керәк»,— дәп язған. У көрәлмәсликни қандақ йәңгән? Гертруд қериндаш Эльфридениң есил пәзиләтлиригә вә яхши миҗәз-хулқиға диққәт ағдурған. Шундақ қилип, Гертруд билән Эльфридениң мунасивити яхшиланған. Иккилиси лагерьдин чиқип, йәрдики һаяти ахирлашқичә Йәһваға садақәтмән болуп қалған. Бизму қериндашлар билән болған келишмәсликләрни һәл қилишқа бар күчимизни салсақ, инақлиқни сақлалаймиз (Кол. 3:13, 14).

17. Немә үчүн биз һәрқачан көрсәтмиләргә бойсунушимиз керәк?

17 Һәрқачан көрсәтмиләргә бойсунуң. Биз җавапкарлиқни өз үстигә алған бурадәрләрниң көрсәтмилиригә һәрдайим бойсунсақ, көп қийинчилиқларниң алдини алимиз (Пет. 1-х. 5:5). Бир мисални көрүп чиқайли. Иш-паалийитимиз мәнъий қилинған бир дөләттә ақсақаллар вәз қилғанда әдәбиятларни тарқатмаңлар дегән. Бирақ пионер болуп хизмәт қилған бир бурадәр көрсәтмигә бойсунмай, әдәбиятларни тарқитипту. Ақивәттә, у вә шу йәрдә вәз қилған башқа қериндашларниму сақчилар тутувелип, сораққа тартқан. Сақчилар қериндашларниң изиға чүшүп, тарқитилған һәммә әдәбиятларни жиғивалған екән. Буниңдин қандақ савақ алимиз? «Өзүм яхширақ билимән» дәп ойлисақму яки бурадәрләр бәргән көрсәтмиләр билән келишмисәкму, һәрқачан уларға итаәт қилишимиз керәк. Биз мәсъулийәтлик бурадәрләр билән һәмкарлашсақ, Йәһва Худа бизгә мол бәрикәт яғдуриду (Ибр. 13:7, 17).

18. Немә үчүн керәксиз қаидиләрни ойлап чиқармаслиғимиз керәк?

18 Керәксиз қаидиләрни ойлап чиқармаң. Әгәр ақсақаллар керәксиз қаидиләрни ойлап чиқарса, қериндашларға еғир жүк жүкләйду. Чехословакиядә паалийитимиз мәнъий қилинғанда яшиған Юрай Каминский бурадәр мундақ дегән: «Җавапкар бурадәрләр билән көплигән ақсақаллар қамаққа елинғандин кейин, йолбашчилиқни қолиға алған бәзи бурадәрләр немә қилиш вә немә қилмаслиқ керәклигини ейтип, қаидиләрни чиқиришқа башлиди». Йәһва Худа бизгә башқилар үчүн қарар чиқириш һоқуқини бәрмигән. Керәксиз қаидиләрни ойлап чиқиридиған киши етиқатдашларниң бехәтәрлигини ойлимайду, әксинчә, уларниң етиқади үстидин һөкүмранлиқ қилишқа тиришиду (Кор. 2-х. 1:24).

ЙӘҺВАҒА ИБАДӘТ ҚИЛИШНИ ТОХТАТМАҢ

19. Шәйтан бизгә қарши чиқсиму, Тарихнамә 2-язма 32:7, 8дики сөзләр бизни немигә ишәндүриду?

19 Әң әшәддий дүшминимиз, Шәйтан, бизгә зиянкәшлик қилишни тохтатмайду (Пет. 1-х. 5:8; Вәһ. 2:10). Шәйтан вә униң қол астидики адәмләр паалийитимизни мәнъий қилишқа тиришиду. Бирақ әгәр биз улардин қорқсақму, Йәһваға ибадәт қилишни һәргизму тохтатмаймиз (Қ. шәр. 7:21). Паалийитимиз мәнъий қилинсиму, Йәһва Худа биз билән биллә болуп, бизни дайим қоллап-қувәтләйду (Тарихнамә 2-язма 32:7, 8ни оқуң).

20. Сиз немә қилишқа бәл бағлидиңиз?

20 Келиңлар, биринчи әсирдики етиқатдашлардин үлгә елип, Йәһваға ибадәт қилишни тохтатмайли. Улар шу вақиттики һөкүмәт әмәлдарлириға мундақ дегән: «Өзүңлар ойлап көрүңлара, Худаниң нәзәридә Униңға әмәс, силәргә қулақ селиш һәққанийлиққа ятамду? Биз болсақ, көргинимизни вә аңлиғинимизни ейтмай туралмаймиз» (Әлч 4:19, 20).

137-НАХША Җасарәт бәргин

a Һөкүмәт иш-паалийитимизни мәнъий қилса, немә қилишимиз керәк? Биз Йәһваға давамлиқ ибадәт қилиш үчүн немә қилишимиз вә немидин нери турушимиз керәклигини биливалимиз. Бу мақалидики әмәлий мәслиһәтләр Йәһваға ибадәт қилишни һәргизму тохтатмаслиғимизға ярдәм бериду.

b СҮРӘТТӘ: Сүрәтләрниң һәммисидә паалийитимиз мәнъий қилинған дөләтләрдики Гувачилар көрситилгән. Бу сүрәттә қериндашлар кичик топ болуп бир бурадәрниң амбарида җамаәт учришишини өткүзүватиду.

c СҮРӘТТӘ: Қериндишимиз (сол тәрипидә) бир аял билән сөзлишип, униңға Йәһва тоғрилиқ ейтиш пурситини издәватиду.

d СҮРӘТТӘ: Сақчилар бурадиримизни сораққа тартсиму, у етиқатдашлар тоғрилиқ мәлуматни ейтмайватиду.