30-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Худаға ишәнмәйдиған адәмләрниң қәлбигә йол тепиң
«Бәзилирини мүмкинқәдәр қутқузуш үчүн, мән һәрқандақ адәмләргә һәммә нәрсә болдум» (КОР. 1-Х. 9:22).
45-НАХША Алға бас!
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Ахирқи он нәччә жилда қандақ чоң өзгиришләр болди?
НӘЧЧӘ МИҢ жилдин бу ян адәмләрниң көпинчиси қандақту бир динға ишинип келиватиду. Бирақ ахирқи он нәччә жилда чоң өзгиришләр болди. Худаға ишәнмәйдиған адәмләр көпийип кәтти. Дәрһәқиқәт, бәзи дөләтләрдики көплигән адәмләр һечқандақ динға тәвә әмәс b (Мәт. 24:12).
2. Қандақ сәвәпләр түпәйли көплигән адәмләр Худаға ишәнмәйдиған болди?
2 Қандақ сәвәпләр түпәйли көплигән адәмләр Худаға ишәнмәйдиған болди? Бәзиләр оюн-тамашиға яки турмушниң ғәм-әндишисигә берилгән (Луқа 8:14). Бурун Худаға ишәнгән адәмләр атеист болуп кәткән. Башқилири болса Худаға ишиниду, лекин динниң пайдиси йоқ, у замандин қалған вә илим-пән билән мас кәлмәйду дәп ойлайду. Бәлким, шундақ адәмләрни достлири, муәллимлири яки абройлуқ кишиләр һаят өзидин өзи пәйда болғанлиғиға ишәндүргән. Амма улар Худаға ишинишниң мәнтиқий сәвәплирини бәкму аз аңлайду. Йәнә бәзиләр динға өч болуп кәткән, сәвәви бәзи диний рәһбәрләр пул-мал вә һоқуқни яхши көриду. Башқа җайларда адәмләргә һөкүмәтниң диний иш-паалийәтләрни чәклиши тәсир қилған.
3. Бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?
3 Әйса барлиқ хәлиқләрдин шагирт тәйярлишимизни күтиду (Мәт. 28:19). Худаға ишәнмәйдиған адәмләргә Уни яхши көрүп, Әйсаниң шагирти болушқа қандақ ярдәм берәләймиз? Адәмниң хуш хәвәрни қандақ қобул қилиши униң келип чиқишиға бағлиқ екәнлигини әстә тутушимиз керәк. Мәсилән, Европадин чиққанлар Азиядин чиққанларға охшимайду. Немә үчүн? Европилиқларниң көпинчиси Муқәддәс китап тоғрилиқ билиду вә Яратқучиға ишиниду. Бирақ Азияда яшайдиғанларниң көпинчиси Муқәддәс китап тоғрилиқ аз билиду яки һечнемә билмәйду вә Яратқучиниң барлиғиға ишәнмәйду. Бу мақалидә адәмләрниң келип чиқиши мәйли қандақ болсун, уларниң қәлбигә йол тепишниң усуллирини көрүп чиқимиз.
ИҖАБИЙ КӨЗҚАРАШНИ САҚЛАҢ
4. Немә үчүн иҗабий көзқарашни сақлаш керәк?
4 Иҗабий көзқарашни сақлаң. Һәр жили Худаға ишәнмәйдиған адәмләр Йәһва гувачиси болушқа қарар қилиду. Уларниң көпинчиси җуқури әхлақий өлчәмләр бойичә яшиған вә диний рәһбәрләрниң сахтипәзлигини көрүп көңли қалған. Йәнә бәзилири әхлақсиз һаят кәчүргән вә уларниң яман адәтлири болған. Худаниң ярдими билән мәңгү һаятни қобул қилишқа майил адәмләрни тапалайдиғанлиғимизға ишинимиз (Әлч. 13:48; Тим. 1-х. 2:3, 4).
5. Адәмләрни хуш хәвәрни қобул қилишқа немә дәвәт қилиши мүмкин?
5 Меһрибан вә мулайим болуң. Вәз хизмәттә адәттә адәмләр немә ейтқанлиғимизға әмәс, қандақ сөзлигәнлигимизгә диққәт ағдуриду. Меһрибанлиқ вә мулайимлиқ билән сөзләшсәк, уларниң қизиқишини ойғитишимиз мүмкин. Адәмләрни өзүмизниң көзқаришимизни қобул қилишқа мәҗбурлимай, уларниң динға болған көзқарашлирини чүшинишкә тиришишимиз керәк. Мәсилән, бәзиләр натонуш адәм билән дин тоғрилиқ сөзлишишни халимайду. Йәнә бәзиләр болса, Худа тоғрилиқ соал қоюшни әдәпсизлик дәп һесаплайду. Йәнә бирлири Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни оқуватқанлиғини башқиларниң көрүп қелишини халимайду. Қандақла болмисун, адәмләрниң һис-туйғулириға көңүл бөлүшимиз керәк (Тим. 2-х. 2:24).
6. Әлчи Паул адәмләр билән қандақ сөзләшкән вә униңдин қандақ үлгә алалаймиз?
6 Әгәр биз вәз хизмитидә «Муқәддәс китап», «Худа», «яритилиш», «дин» дегән сөзләрни қолланғанда, адәм өзини бир қисмән һис қилғанлиғини байқисақ немә қилишқа болиду? Шу чағда әлчи Паулдин үлгә елип, башқа сөзләрни қоллансақ болиду. Әлчи Паул йәһудийлар билән сөзләшкәндә, Язмилардики айәтләрни қолланған. Амма у Ареопаг дегән мәйданда грек пәлсапичилири билән сөзләшкәндә Язмилардин нәқил кәлтүргәнлигини удул ейтмиған (Әлч. 17:2, 3, 22—31). Паулдин қандақ үлгә алалаймиз? Муқәддәс китапни қобул қилмайдиған адәмни учратқанда, «Муқәддәс китап» дегән сөзни қолланмисақ болиду. Әгәр адәм биз билән оқуватқанлиғини башқилар көрүп қалиду дәп әндишә қилса, айәтләрни башқа йол билән, мәсилән электронлуқ қурулмидин оқуп беришкә болиду.
7. Коринтлиқларға 1-хәт 9:20—23тә ейтилғандәк, Паулдин қандақ үлгә алалаймиз?
7 Адәмләрни чүшинишкә тиришиң вә зәң қоюп тиңшаң. Адәмниң көзқаришиға немә тәсир қилғанлиғини чүшинишкә тиришиң (Пәнд н. 20:5). Паулниң үлгисигә йәнә диққәт ағдурайли. У йәһудийларниң арисида чоң болған. Шуңа у Йәһва Худа вә Муқәддәс китап тоғрилиқ анчә билмәйдиған ят хәлиқләргә вәз қилғанда башқа усулларни қоллинишқа тоғра кәлгән. Адәмләрни яхши чүшиниш үчүн биз әдәбиятлиримиздин издиниш қилип, тәҗрибилик қериндашлардин нәсиһәт сорисақ болиду (Коринтлиқларға 1-хәт 9:20—23ни оқуң).
8. Муқәддәс китап тоғрилиқ сөһбәт башлашниң бир йоли қандақ?
8 Бизниң мәхситимиз — Йәһва тоғрилиқ билишни халайдиған адәмләрни тепиш (Мәт. 10:11). Шу мәхситимизгә йетиш үчүн адәмләргә соал қоюп, уларниң җаваплирини зәң қоюп тиңшишимиз керәк. Англиядики бир қериндаш адәмләр билән сөзләшкәндә аилиниң бәхитлик болуши, балиларни тәрбийиләш вә адаләтсизликкә дуч кәлгәндә немә қилишқа болидиғанлиғи һәққидә соаллар қойиду. Уларниң җаваплирини билгәндин кейин, у улардин: «2000 жил бурун йезилған бу мәслиһәт тоғрилиқ немә ойлайсиз?»— дәп сорайду. Кейин «Муқәддәс китап» дегән сөзни қолланмай, шу мавзу билән мунасивәтлик айәтләрни янфондин оқуп бериду.
АДӘМЛӘРНИҢ ҚӘЛБИГӘ ЙОЛ ТЕПИҢ
9. Худа тоғрилиқ сөзлишишни халимайдиған адәмләргә қандақ ярдәм берәләймиз?
9 Худа тоғрилиқ сөзлишишни халимайдиған адәмләрниң қәлбигә йол тепиш үчүн улар қизиқидиған мавзулар һәққидә сөзләшсәк болиду. Мәсилән, көп адәмләр тәбиәткә қарап һәйран қалиду. Шуңа, уларға мундақ соаллар қойсақ болиду: «Алимлар тәбиәткә қарап көп нәрсиләрни ойлап чиқарғанлиғи билән келишидиғансиз. Мәсилән, микрофонни ойлап чиқарғанлар қулақ һәққидә, фотокамерини ойлап чиқарғанлар көз һәққидә тәтқиқ елип бариду. Қандақ ойлайсиз, қулақ билән көзни ким яратти? Тәбиәттики әҗайип нәрсиләр өз өзидин пәйда болдиму яки уни бирси яраттиму?» Җававини диққәт билән тиңшап, мундақ десиңиз болиду: «Алимлар қулақни вә көзни тәтқиқ қилғанда, улар әсли кимдин үгиниватиду дәп ойлайсиз? Қедимда яшиған бир шаирниң сөзлирини оқуған едим. У мундақ язған: «Һәҗәп, қулақни яратқан аңлимайду? Көзни бәрпа қилған Өзи көрмәйду?... У адәмгә һәр җәһәттин билим Бәргүчи турса!» (Зәб. 94:9, 10). jw.org® торбетидин «Тәңдашлириңизниң ой-пикри. Худаға ишиниш» намлиқ видеони көрситишкә болиду (НӘШИРЛӘР > ВИДЕОЛАР > ТӘҢДАШЛИРИҢИЗНИҢ ОЙ-ПИКРИ дегән йәргә қараң.). Йә болмиса, «Мәвҗудат өз-өзидин пәйда болдиму?» яки «Мәвҗудатниң мәнбәси. Бәш муһим соал» (рус) китапчисини көрситишкә болиду.
10. Худа тоғрилиқ сөзлишишни халимиған адәмләр билән сөһбәтни қандақ башлисақ болиду?
10 Көп адәмләр келәчәкниң яхширақ болушини үмүт қилиду. Лекин бәзи адәмләр йәр шари йоқ болуп кетиду яки һаят кәчүрүшкә болмайдиған болуп қалиду дәп қорқиду. Норвегиядә хизмәт қилидиған наһийилик назарәтчи шундақ дәйду: адәттә Худа тоғрилиқ сөзлишишни халимиған бәзи адәмләр дунияниң вәзийити тоғрилиқ сөзлишишни халайду. Салам бәргәндин кейин у мундақ соалларни қойиду: «Келәчәктә бу дуния бәкму гөзәл болуп кетәрму, қандақ ойлайсиз? Ким бизниң келәчигимизни техиму яхширақ қилалайду? Һөкүмәтләрму, алимларму яки башқа бирсиму?» Андин уни диққәт билән тиңшап, әҗайип гөзәл келәчәк һәққидики айәтләрни оқуп бериду. Бәзи адәмләр Муқәддәс китаптин йәр йүзиниң мәңгү мәвҗут болидиғанлиғини вә адәмләрниң мәңгү яшайдиғанлиғини билгәндә һәйран қалиду (Зәб. 37:29; Вәз 1:4).
11. Немә үчүн һәрхил усулларни қоллинишимиз керәк вә Римлиқларға 1:14—16дә йезилғандәк, Паулдин қандақ үлгә алалаймиз?
11 Адәмләр һәртүрлүк болғанлиқтин, биз вәз хизмитидә һәрхил усулларни қоллинишимиз керәк. Немә үчүн? Чүнки һәрбир адәм охшимайду. Бир киши яқтурған мавзуни башқиси яқтурмаслиғи мүмкин. Бәзи кишиләр Худа вә Муқәддәс китап тоғрилиқ сөзлишишкә тәйяр болса, йәнә бәзилири авал башқа мавзу тоғрилиқ параңлишишни халайду. Мәйли қандақ вәзийәт болсун, һәрхил адәм билән сөзлишиш пурситини қолдин чиқармайли (Римлиқларға 1:14—16ни оқуң). Шуни әстин чиқармаслиғимиз керәкки, адаләтни сөйгүчиләрниң қәлбидә һәқиқәт уруғини өстүргүчи Йәһва Худадур (Кор. 1-х. 3:6, 7).
ХУДАҒА ИШӘНМӘЙДИҒАНЛАРҒА ҺӘҚИҚӘТНИ ЙӘТКҮЗҮҢ
12. Яратқучи һәққидә һечқачан ойлинип көрмигән адәмләргә қандақ ярдәм берәләймиз?
12 Дунияниң җай-җайлирида қериндашлиримиз Худаға ишәнмәйдиған, шу җүмлидин диний иш-паалийәтләр чәкләнгән дөләтләрдин кәлгән адәмләрни учритиду. Азиядики бәзи дөләтләрдә көп адәмләр Яратқучи һәққидә һечқачан ойлинип көрмигән. Бәзиләр қизиқишни көрситип, Муқәддәс китапни үгинишни халайду, йәнә бәзиләр йеңи бир нәрсини қобул қилиш яки үгиништин қорқиду. Уларға қандақ ярдәм берәләймиз? Тәҗрибилик қериндашлар кишиләр билән аддий мавзулар тоғрилиқ параңлишип, уларға чин жүрәктин көңүл бөлгән вә кейин пурсәт тепип, Муқәддәс китаптики мәслиһәтләр өзлириниң һаятида қандақ пайда елип кәлгәнлигини ейтип бәргән.
13. Адәмләрниң Муқәддәс китапқа болған қизиқишини ойғитиш үчүн немә қилишқа болиду? (Муқавидики рәсимгә қараң).
13 Муқәддәс китаптики әмәлий мәслиһәтләр көп адәмләрни қизиқтуриду (Вәз 7:12). Нью-Йорктики ханзу тилида сөзләйдиғанларға вәз қилидиған бир қериндаш мундақ дәйду: «Мән адәмләргә көңүл бөлүп, уларни диққәт билән тиңшашқа тиришимән. Башқа дөләттин йеқинда көчүп кәлгәнлигини билгәндә улардин: “Бу йәргә көнүп қалдиңизму? Иш тапалдиңизму? Йәрлик адәмләр сизгә яхши муамилә қиливатамду?”»— дәп сораймән. Адәттә шундақ сөзләшкәндә, Муқәддәс китаптики һәқиқәтләр билән бөлүшүшкә пурсәт пәйда болиду. Мувапиқ пәйттә, қериндишимиз мундақ дәйду: «Адәмләр билән тил тепип өтүшниң сири немә, сиз қандақ ойлайсиз? Сизгә Муқәддәс китаптики бир дана нәсиһәтни көрсәтсәм боламду? “Җедәлниң башлиниши, тосимини су елип кәткәнгә охшайду, шуңа җедәл партлаштин авал талаш-тартиштин қол үзгин”. Сизниңчә, бу нәсиһәт адәмләр билән яхши мунасивәттә болушқа ярдәм берәмду?» (Пәнд н. 17:14). Шундақ сөһбәтлишиш ярдимидә кимләргә қайта йолуқушқа болидиғанлиғини ениқлашқа болиду.
14. Азиядики бир қериндаш Худаға ишәнмәйдиған адәмләргә қандақ вәз қилиду?
14 Худаға ишәнмәйдиған кишиләргә немә ейтсақ болиду? Худаға ишәнмәйдиғанларға вәз қилидиған Азиядики тәҗрибилик бир қериндаш мундақ дәйду: «Адәттә адәм “Худаға ишәнмәймән” дәп ейтқанда, йәрлик адәмләр сәҗдә қилидиған илаһларға ишәнмәйдиғанлиғини ейтқуси келиду. Шуңа, мән адәттә илаһларниң көпинчисини адәмләр ясиғанлиғи вә улар һәқиқәтән йоқ екәнлиги билән келишимән. Андин Йәрәмия 16:20дики: “Инсанлар өз-өзигә худаларни ясаламду?! Лекин ясиғини Худа әмәстур!”— дегән сөзләрни оқуп беримән. Кейин адәмдин: “Қайси Худа һәқиқий вә қайсиси сахта екәнлигини қандақ биләләймиз?”— дәп сораймән. Адәмни зәң қоюп тиңшап болғандин кейин, мән Йәшая 41:23тики сөзләрни оқуп беримән. У йәрдә мундақ йезилған: “Силәрниң илаһлиқ екәнлигиңларни билишимиз үчүн, кейинки йүз беридиған ишларни бизгә баян қилиңлар”. Ахирида Йәһва Худа келәчәктики вақиәләр тоғрилиқ алдин ала ейтқан бир мисални көрситимән».
15. Азиядики бир қериндаштин немини үгинәләймиз?
15 Шәрқий Азияда Худаға ишәнмәйдиғанларға узун вақит вәз қилған бир қериндаш мундақ дәйду: «Мән Муқәддәс китапниң даналиғини испатлайдиған мисалларни вә әмәлгә ашқан пәйғәмбәрлик сөзләрни көрситимән һәм тәбиәтниң қанунийәтлири тоғрилиқ сөзлишимән. Андин шуларниң һәммисиниң мәңгү һаят вә дана Яратқучи барлиғини испатлайдиғанлиғини көрситимән. Әгәр адәм Худаниң мәвҗут екәнлиги һәққидә ойлинишқа башлиса, мән Муқәддәс китап Йәһва Худа тоғрилиқ немә дәйдиғанлиғини көрситип беримән».
16. Ибранийларға 11:6ға асасән, үгәнгүчиләр немә үчүн Худаға вә Муқәддәс китапқа ишиниши керәк вә биз уларға қандақ ярдәм берәләймиз?
16 Худаға ишәнмәйдиған киши билән Муқәддәс китапни үгәнгәндә, униң Худа бар екәнлигигә ишәнчисини мустәһкәмләшкә ярдәм беришимиз керәк (Ибранийларға 11:6ни оқуң). Шундақла, униң Муқәддәс китапқа болған ишәнчини йетилдүрүшигә ярдәм беришимиз зөрүр. Буниң үчүн, бәзи муһим мәзмунларни қайта-қайта тәкитләш керәк. Һәр қетим үгиниш өткүзгәндә Муқәддәс китап Худаниң сөзи екәнлигини көрситидиған испатларни диққәт билән қарап чиқиш муһим. Мәсилән, пәйғәмбәрлик сөзләрниң әмәлгә ашқанлиғи, илим-пән вә тарихий тәрәптин тоғра екәнлиги яки Язмилардики мәслиһәтләрниң күндилик турмушимизда пайдилиқ екәнлигини бирликтә қарап чиқишқа болиду.
17. Бизниң меһир-муһәббитимиз адәмләргә қандақ тәсир қилиши мүмкин?
17 Адәмләр Худаға ишәнсун яки ишәнмисун, уларға меһир-муһәббәт көрситишимиз арқилиқ Әйсаниң шагирти болушиға ярдәм беримиз (Кор. 1-х. 13:1). Үгиниватқан адәмләргә Худа бизни қанчилик яхши көридиғанлиғини вә бизму Худани яхши көрүшимиз керәклигини чүшинишигә ярдәм беришимиз керәк. Һәр жили динға қизиқмайдиған нәччә миң адәмләр Худани яхши көрүп, чөмдүрүлүштин өтмәктә. Шуңа, иҗабий көзқарашни сақлаң вә һәрхил адәмләргә меһир-муһәббәт көрситип уларға көңүл бөлүң. Адәмләрни диққәт билән тиңшап, уларниң көзқаришини чүшинишкә тиришиң. Өз үлгиңиз билән башқиларға Әйсаниң шагирти болушни үгитиң.
153-НАХША Мәңгү хошаллиқ
a Бүгүнки күндә биз Худаға ишәнмәйдиған адәмләрни пат-пат учритидиған болдуқ. Уларға Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрни қандақ йәткүзүшкә болиду? Муқәддәс китапқа вә Йәһваға болған ишәнчисини ойғитиш үчүн уларға қандақ ярдәм берәләймиз? Бу мақалидә мошу соалларға җавап тапимиз.
b Алимларниң ейтишичә, бу дөләтләрниң бәзилири: Австралия, Австрия, Албания, Әзәрбәйҗан, Бүйүк Британия, Вьетнам, Германия, Гонконг, Дания, Җәнубий Корея, Израиль, Ирландия, Испания, Канада, Нидерланд, Норвегия, Франция, Хитай, Чехия, Швейцария, Швеция вә Япония.
c СҮРӘТТӘ: Бурадәр дохтурханида ишләйдиған кишигә вәз қиливатиду. Кейин шу киши jw.org торбетини көрүватиду.