Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Йәһва билән Әйса бир болғандәк, бизму бир болайли

Йәһва билән Әйса бир болғандәк, бизму бир болайли

«Мән улар... үчүнму дуа қилимән. Уларниң һәммиси бир болсун» (ЙОҺАН 17:20, 21).

НАХШИЛАР: 16, 31

1, 2. а) Әйса Йәһвадин немә һәққидә сориған? ә) Әйса немә үчүн шагиртлириниң бирлиги үчүн әнсиригән?

 ӘЙСА әлчилири билән әң ахирқи қетим бир дәстиханда болғанда, уларниң бирлиги һәққидә әнсиригән еди. Улар билән дуа қилғанда, Әйса Атиси билән бир болғандәк, шагиртлириниңму бир болушини тилигән (Йоһан 17:20, 21ни оқуң). Шагиртлириниң арисида бирлик болса, бу Йәһваниң Әйсани әвәткәнлигини испатлатти. Меһир-муһәббәт Әйсаниң һәқиқий шагиртлирини пәриқләндүридиған бәлгү болуп, бу уларниң бирлигини техиму мустәһкәмләтти (Йоһан 13:34, 35).

2 Шу кәчтә Әйсаниң немә сәвәптин бир болуш һәққидә көп ейтқанлиғи чүшинишлик. У әлчилириниң арисида бирликниң кам болуватқанлиғини байқиған еди. Мәсилән, улар шу ахшими арисида кимниң әң улуқ екәнлиги һәққидә гәп талашқан (Луқа 22:24—27; Марк 9:33, 34). Йәнә бир күни, Яқуп билән Йоһан асмандики Падишалиқта жуқури мәртивилик орунларда, йәни Әйсаниң оң вә сол йенида олтиришни сориған (Марк 10:35—40).

3. Шагиртларниң бирлигини немә бузған? Биз қандақ соалларни муһакимә қилимиз?

3 Шагиртларниң бирлигини бузушқа, көпирәк нам-атаққа еришиш арзусидин башқа йәнә қандақ нәрсиләр бузған? Әйсаниң заманида яшиған кишиләр өчмәнлик вә бир-бирини камситиш түпәйлидин бөлүнгән еди. Шуңа униң шагиртлири мундақ сәлбий һис-туйғуларни йеңиши керәк еди. Бу мақалидә биз төвәндики соалларни муһакимә қилимиз: Әйса камситишқа дуч кәлгәндә, немә қилған? У шагиртлириға бир-бирини камситмай, бирликни сақлашни қандақ үгәткән? Әйсаниң үлгиси вә униң тәлимлири бирликни сақлишимизға қандақ ярдәм бериду?

ӘЙСА ВӘ ШАГИРТЛИРИ КАМСИТИШҚА ДУЧ КӘЛГӘН

4. Әйса қандақ камситишқа учриған? Мисал кәлтүрүң.

4 Әйсаму камситишқа дуч кәлгән еди. Филип Натаниялға Мәсиһни тапқанлиғини ейтқанда, у: «Насирә шәһиридин бирәр яхшилиқ чиқарму?»— дегән (Йоһан 1:46). Натаниял бәлким, Мика 5:2дики бәшарәттә ейтилғандәк, Мәсиһниң Бәйтләһәмдә туғулидиғанлиғини билгән. Шуңа у Насирә шәһирини Мәсиһниң жути болушқа әрзимәйду дәп ойлиған. Шундақла Йәһудийәдики жуқури тәбиқә кишилири Әйсани җәлилийәлик болғанлиғи үчүн камситқан (Йоһан 7:52). Нурғунлиған йәһудийәликләр җәлилийәликләрни төвән көргән. Башқа йәһудийлар Әйсани һақарәтлимәкчи болуп, уни «самарийәлик» дәп атиған (Йоһан 8:48). Самарийәликләр башқа бир милләт кишилири болуп, йәһудийлар билән охшимайдиған динда болған. Йәһудийәликләрму, җәлилийәликләрму самарийәликләрни көзгә илматти вә улар билән арилашматти (Йоһан 4:9).

5. Әйсаниң шагиртлири қандақ камситишқа дуч кәлгән?

5 Йәһудий диний устазлар Әйсаниң шагиртлирини көзгә илмиған. Пәрисийләр уларни «ләнәткә учриған» адәмләр дәп атиған (Йоһан 7:47—49). Шундақла пәрисийләр йәһудий диний мәктивидә оқумиғанларни вә уларниң урп-адәтлирини тутмиғанларни һечнемигә яримас вә аддий адәмләр дәп һесаплиған (Әлчиләр 4:13). Әйса вә униң шагиртлирини камситқанлиғиниң сәвәви — шу замандики адәмләр өз дини, җәмийәттики орни вә өзиниң миллити билән бәк пәхирләнгән еди. Бу көзқараш шагиртларниңму башқа адәмләргә қандақ муамилидә болушиға тәсир қилған. Шу сәвәптин, бирликни сақлаш үчүн улар өзлириниң ой-пикир қилиш усулини өзгәртиши керәк еди.

6. Камситиш бизгә қандақ тәсир қилалайду? Мисал кәлтүрүң.

6 Бүгүнки күндә бир-бирсини камситиш кәң тарқалған. Мәсилән, адәмләр бизни камситиши яки бәзидә бизму башқиларни камситип қелишимиз мүмкин. Австралиядики толуқ вақитлиқ хизмәт қилидиған бир қериндишимиз мундақ дәйду: «Австралиядики йәрлик милләт (аборигенлар) бурун дуч кәлгән вә һазирму дуч келиватқан адаләтсизлик һәққидә ойлиғинимда, ақ тәнлик кишиләрни барғансири қаттиқ өч көрдүм». У өзи бәзи ақ тәнликләрниң яман муамилисигә учриғанда, уларға болған нәприти техиму күчәйгән еди. Канадилиқ бир бурадиримиз болса бурунқи һис-туйғулирини тәсвирләп: «Француз тилида сөзләйдиған адәмләрни башқилардин үстүн дәп ойлаттим»,— деди. Шуңа, у инглизчә сөзләйдиғанларни анчә яқтурмиған еди.

7. Әйса камситишқа дуч кәлгәндә немә қилған?

7 Худди Әйсаниң заманидикигә охшаш, бүгүнки күндә адәмләрниң башқиларни камситиш һис-туйғуси қәлбидә чоңқур йилтиз тартқачқа, уни өзгәртиш бәкму қийин. Әйса камситишқа дуч кәлгәндә немә қилған? Биринчидин, у һечқачан башқиларни камситмиған. Һәрдайим һәммисигә тәң қариған. У байларғиму, гадайларғиму, пәрисийләргиму, самарийәликләргиму, һәтта селиқ жиққучиларғиму вәз қилған еди. Иккинчидин, Әйса өз үлгиси арқилиқ шагиртлирини башқиларға гуманий көзқарашта болмаслиқ вә уларни камситмаслиқ һәққидә тәлим бәргән.

КАМСИТИШНИ МЕҺИР-МУҺӘББӘТ ВӘ КӘМТӘРЛИК БИЛӘН ЙЕҢИШ

8. Қандақ муһим принцип бизниң бирлигимизни сақлашқа ярдәм бериду? Чүшәндүрүп бериң.

8 Әйса бирликни сақлишимизға ярдәм беридиған муһим бир принципни үгәткән. У шагиртлириға: «Силәр барлиғиңлар бир-бириңларға қериндашлар»,— дегән (Мәтта 23:8, 9ни оқуң). Биз һәммимиз Адәм атиниң әвлади болғачқа, бир-биримизгә қериндаш болимиз (Әлчиләр 17:26). Шагиртларниң һәммиси Йәһвани асмандики Атимиз дәп тонуғанлиқтин, Әйса уларниң бир-биригә қериндаш болидиғанлиғини ейтқан (Мәтта 12:50). Шу сәвәптин уларниң һәммиси Худа аилисиниң әзаси болған һәмдә меһир-муһәббәт вә етиқат уларни бирләштүргән еди. Шуниң үчүн әлчиләр җамаәтләргә язған хәтлиридә мәсиһийләрни қериндашлар дәп атиған a (Изаһәткә қараң.) (Римлиқларға 1:13; Петрусниң 1-хети 2:17; Йоһанниң 1-хети 3:13).

9, 10. а) Немә үчүн йәһудийларниң өз миллитидин пәхирлинишигә һечқандақ сәвәви болмиған? ә) Башқа милләт кишилирини өзидин төвән көрүшниң тоғра әмәслигини Әйса қандақ көрсәткән? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

9 Әйса шагиртларниң бир-биригә қериндашларчә муамилә қилиши керәклигини ейтқандин кейин, кәмтәр болушниң муһимлиғини тәкитлигән еди (Мәтта 23:11, 12ни оқуң). Жуқурида ейтилғандәк, бәзидә тәкәббурлуқ әлчиләрниң арисида бөлгүнчилик туғдурған. Әйсаниң заманида адәмләр өз миллитидин махтанған. Көп йәһудийлар Ибраһимниң әвлади болғанлиғи үчүн, өзлирини башқилардин үстүн дәп һесаплиған еди. Бирақ Чөмдүргүчи Йәһия уларға: «Худа мону ташлардин Ибраһимға пәрзәнтләрни яритишқа қадир»,— дәп ейтқан (Луқа 3:8).

10 Әйса адәмләрниң өз миллити билән махтинишиниң тоғра әмәслигини ениқ көрсәткән. Тәврат устази униңдин «Йеқиним ким?»— дәп сориғанда, Әйса бу соалға бир тәмсил кәлтүрүп җавап бәргән еди. Қарақчилар бир йәһудийни уруп, чала өлүк қилип йолда ташлап кетипту. Униң йенидин бирнәччә йәһудий өтсиму, һечқайсиси ярдәм бәрмәпту. Лекин бир самарийәлик киши униңға ич ағритип, ярдәм көрситипту. Бу тәмсилниң ахирида Әйса Тәврат устазиға шу самарийәлик адәмгә охшаш болуши керәклигини ейтқан (Луқа 10:25—37). Шундақ қилип Әйса йәһудийларниң башқиларни яхши көрүшни самарийәлик кишидин үгинәләйдиғанлиғини көрсәткән еди.

11. Немә үчүн Әйсаниң шагиртлири һечкимни камситмаслиғи керәк еди вә Әйса уларниң буни чүшинишигә қандақ ярдәм бәрди?

11 Әйса асманға чиқип кетиштин авал шагиртлириға «пүткүл Йәһудийә вә Самарийәдә һәм йәр-зәминниң чәтлиригичә» вәз қилишни тапшурған (Әлчиләр 1:8). Бу вәзипини орунлаш үчүн шагиртлар тәкәббурлуқтин вә камситиштин нери болуши керәк еди. Әйса башқа милләт кишилириниң есил пәзиләтлирини дайим тилға алған еди. Шуңа униң шагиртлири һәммә милләт кишилиригә вәз қилишқа тәйяр болған. Мәсилән, Әйса римлиқ йүзбешини күчлүк етиқади үчүн махтиған (Мәтта 8:5—10). Насирә шәһиридә болғанда, Әйса ят милләт кишилиригә, мәсилән Сәрәпәт кәнтидики тул аялға яки мохо кесилигә гириптар болған сүрийәлик Наманға, Йәһваниң қандақ ярдәм қилғанлиғини ейтип бәргән (Луқа 4:25—27). Әйса самарийәлик аялға хуш хәвәр ейтқан вә һәтта самарийәликләрниң шәһиридә икки күн турған, чүнки улар уни қизиқип тиңшиған еди (Йоһан 4:21—24, 40).

ДӘСЛӘПКИ МӘСИҺИЙЛӘР КАМСИТИШНИ ҚАНДАҚ ЙӘҢГӘН

12, 13. а) Әйса самарийәлик аялға тәлим бәргәндә, әлчиләр қандақ инкас қайтурған? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.) ә) Яқуп билән Йоһанниң Әйсаниң үгәтмәкчи болғанлирини пүтүнләй чүшәнмигәнлиги немидин көрүнгән?

12 Әлчиләрниң камситиш һис-туйғулиридин айрилиши асанға тохтимиған. Улар Әйсаниң самарийәлик аялға тәлим бериватқанлиғини көргәндә, һаң-таң болуп қалған еди (Йоһан 4:9, 27). Йәһудий диний йетәкчиләр көпчиликниң алдида аяллар билән, болупму яман нами тарқалған самарийәлик аял билән сөзләшмәтти, шуңа Әйсаниң шундақ қилғанлиғи уларни һәйран қалдурған. Әлчиләр Әйсаға тамақ йәвелишни ейтқаңда, у самарийәлик аял билән қизғин сөһбәтләшкәчкә, һәтта тамақ йейишни рәт қилған. Йәһва Худа униң вәз қилишини халиғанлиқтин, Әйса Атисиниң ирадисини орунлаш үчүн, һәтта самарийәлик аялға вәз қилишни тамақ йейиштәк муһим көргән (Йоһан 4:31—34).

13 Яқуп билән Йоһан бу муһим савақни чүшәнмигән еди. Бир күни Әйса шагиртлири билән Самарийәдин өтүп кетиватқанда, шу йезида қонуш үчүн бир җай издигән еди. Амма самарийәликләр уларниң қонушиға рухсәт бәрмигән. Шу чағда Яқуп билән Йоһан Әйсадин: «Халисаң, асмандин от чүшүп, уларни көйдүрүвәтсун дәйлиму»— дәп сориғанда, Әйса уларға тәнбиһ бәргән еди (Луқа 9:51—56). Әгәр бу вақиә өз жути Җәлилийәдә йүз бәргән болса, бәлким Яқуп билән Йоһан шунчә қаттиқ аччиқланмас еди. Улар самарийәликләрни төвән көргәнликтин ғәзәпкә берилгән охшайду. Кейин Йоһан самарийәликләргә вәз қилғанда, көпинчиси униң сөзигә қулақ салған. Шу чағда у бурунқи көзқариши сәвәплик хиҗил болған болуши мүмкин (Әлчиләр 8:14, 25).

14. Камситиш мәсилиси қандақ һәл қилинған еди?

14 33-жилниң Әллигинчи күн мәйрими, йәни Һосул мәйримидин узун өтмәй җамаәттики бәзи қериндашлар адаләтсиз муамилигә учриған. Қериндашлар муһтаҗлиқта болған тул аялларға озуқлуқ тәхсим қилғанда, грекчә сөзләйдиған тул аялларға сәл қариған (Әлчиләр 6:1). Бу улар башқа тилда сөзләйдиған адәмләрни төвән көргәнликтин йүз бәргән болуши мүмкин. Әлчиләр бу мәсилини тез һәл қилған еди. Улар озуқ-түлүкни тарқитиш үчүн лаяқәтлик йәттә әр қериндашни тайинлиди. Уларниң һәммисиниң исми грекчә болған еди. Шу сәвәптин, нарази болған тул аялларниң көңли тәсәлли тапқан болуши мүмкин.

15. Петрус һәммә адәмләргә тәң қараш керәклигини қандақ үгәнди? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

15 36-жили Әйсаниң шагиртлири һәммә милләтләргә вәз қилишни башлиған. Буниңдин авал әлчи Петрус пәқәт йәһудийлар билән арилишип жүргән. Кейин Худа мәсиһийләрниң һәммә адәмләргә тәң қариши керәклигини ениқ көрсәткән еди. Шуңа Петрус Рим әскири Корнилийға вәз ейтти (Әлчиләр 10:28, 34, 35ни оқуң). Буниңдин кейин Петрус йәһудий әмәсләр билән арилишип, биллә тамақ йәп жүрди. Бирақ бирнәччә жилдин кейин у Антакя шәһиридә йәһудий әмәсләр билән биллә тамақлинишни тохтатқан еди (Галатилиқларға 2:11—14). Паул Петрусқа нәсиһәт берип түзәткәндә, у түзитишни қобул қилған. Буни биз нәдин билимиз? Петрус Кичик Асиядики йәһудий вә йәһудий әмәс мәсиһийләргә биринчи хетини язғанда, һәммә қериндашларни яхши көрүшниң муһимлиғини тәкитлигән еди (Петрусниң 1-хети 1:1; 2:17).

16. Дәсләпки мәсиһийләр башқиларға қандақ тонулған?

16 Наһайити ениқки, әлчиләр Әйсадин «һәрхил инсанларни» сөйүшни үгәнгән еди (Йоһан 12:32; Тимотийға 1-хәт 4:10). Буниңға бираз вақит кәтсиму, улар адәмләргә болған көзқаришини өзгәрткән. Дәсләпки мәсиһийләр бир-биригә меһир-муһәббәт көрситиши билән һәммигә тонулған еди. Тәхминән б.м. 200-жили Тертуллиан исимлиқ язғучи адәмләрниң мәсиһийләр һәққидә ейтқан сөзлирини нәқил кәлтүргән: «Улар бир-биригә меһир-муһәббәт көрситиду». «Улар һәтта бир-бири үчүн өлүшкә тәйяр». Дәсләпки мәсиһийләр «йеңи шәхскә» егә болғанлиқтин, Худадин үлгә елип, адәмләрниң һәммисигә охшаш муамилә қилишни үгәнгән еди (Колосилиқларға 3:10, 11).

17. Камситиш һис-туйғулиридин айрилиш үчүн немә қилалаймиз? Мисал кәлтүрүң.

17 Бүгүнки күндә жүригимиздә сақланған камситиш һис-туйғулиридин айрилиш үчүн бизгиму вақит керәк болуши мүмкин. Франциядики бир қериндишимиз буниң қанчилик қийин болғанлиғини тәсвирләп, мундақ деди: «Йәһва маңа меһир-муһәббәт көрситишниң, башқилар билән ортақлишишниң вә һәрхил адәмләрни сөйүшниң мәнасини үгәтти. Лекин мән һазирғичә башқиларни камситмаслиқни үгиниватимән. Бундақ қилиш һәрдайим асан әмәс. Шу сәвәптин бу һәққидә дайим дуа қилимән». Испаниядә яшайдиған бир қериндаш шуниңға охшаш һис-туйғуларға қарши туруватқанлиғини ейтип: «Бәзидә мән мәлум бир милләт кишилиригә болған сәлбий һис-туйғулар билән күришишим керәк. Адәттә бундақ қилиш қолумдин келиду, лекин бу күрәшни давамлаштурушум керәклигини һәм чүшинимән. Чоң бир өм аилиниң әзаси болғанлиғим үчүн Йәһваға миннәтдармән». Һәммимиз һис-туйғулиримизни тәкшүрүшимиз керәк. Бизгиму камситиш һис-туйғулиридин айрилиш керәкму?

МЕҺИР-МУҺӘББӘТ БАР ЙӘРДӘ, КАМСИТИШҚА ОРУН ЙОҚ

18, 19. а) Немә үчүн һәммә адәмләрни қобул қилишимиз керәк? ә) Буни қандақ қилалаймиз?

18 Бурун һәммимиз Худадин жирақ яшиғанлиғимизни ядимиздин чиқармаслиғимиз керәк (Әфәсликләргә 2:12). Амма Йәһва Худа бизни меһир-муһәббәт билән Өзигә жәлип қилди (Һошия 11:4; Йоһан 6:44). Мәсиһму бизни хошаллиқ билән қобул қилип, Худаниң аилисигә киришимизгә йол ачти (Римлиқларға 15:7ни оқуң). Намукәммәл болсақму, Әйса бизни меһрибанлиқ билән қобул қилған. Шуңа биз һечбир кишини рәт қилишни хиялимизғиму кәлтүрмәслигимиз керәк!

Биз «Худадин кәлгән әқил-парасәткә» интилғачқа, аримизда меһир-муһәббәт вә инақлиқ бар (19-абзацқа қараң)

19 Бу рәзил дунияниң ахири йеқинлишиватқансири, адәмләрниң арисида бөлгүнчилик, бир-бирини камситиш вә өчмәнлик техиму көпийип кетиватиду (Галатилиқларға 5:19—21; Тимотийға 2-хәт 3:13). Лекин Худаниң хәлқи сүпитидә биз һәммигә тәң муамилә қилишқа вә инақ-иттипақлиқни илгири сүрүшкә ярдәм беридиған Худадин кәлгән әқил-парасәткә еришишкә интилимиз (Яқуп 3:17, 18). Биз хошаллиқ билән һәрхил милләт кишилири билән дост болумиз, уларниң урп-адәтлирини һөрмәтләп, һәтта уларниң тилини үгинимиз. Шундақ қилсақ, «дәриядәк» тиничлиқниң вә «деңиз долқунлиридәк» адаләтниң пайдисини көрүмиз (Йәшая 48:17, 18).

20. Меһир-муһәббәт ой-пикримиз билән һис-туйғулиримизни өзгәрткәндә, нәтиҗиси қандақ болиду?

20 Австралиядики қериндишимиз Муқәддәс китапни үгәнгәндә, жүригидә йилтиз тартқан камситиш вә өчмәнлик һис-туйғулири аста-аста йоқап кәткән еди. Меһир-муһәббәт униң ой-пикрини вә һис-туйғулирини өзгәрткән. Канадидики французчә сөзләйдиған бурадәр болса һазир буни чүшәнди: «Адәмләрниң башқиларни өч көрүшиниң сәвәви — уларни яхши тонумиғанлиғи». Шундақла, у адәмләрниң әхлақ-пәзиләтлири уларниң қәйәрдә туғулғанлиғи билән һечқандақ мунасивити йоқлиғини чүшәнгән. Һәтта у инглизчә сөзләйдиған қериндашқа өйләнгән еди. Бу қериндашларниң үлгиси меһир-муһәббәт камситишни йоқ қилидиғанлиғини испатлайду. Меһир-муһәббәт бизни үзүлмәс риштә билән мәһкәм бағлайду (Колосилиқларға 3:14).

a «Қериндашларниң» ичигә әр етиқатчилар һәм аял етиқатчилар кириду. Әлчи Паул Римдики «қериндашларға» хәт язғанда, аял етиқатчиларниму көздә тутқан, чүнки бәзилириниң исмини атап өткән (Римлиқларға 16:3, 6, 12). Нурғун жиллар «Күзитиш мунарида» җамаәттики етиқатчиларниң һәммисигә қарита «қериндашлар» дегән сөз ишлитилип кәлгән.