Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

23-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

«Сениң исмиң муқәддәс болғай»

«Сениң исмиң муқәддәс болғай»

«Йәһва, Сениң исмиң мәңгүгә» (ЗӘБ. 135:13).

9-НАХША Алқишлаң Худайимиз Йәһвани!

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Йәһва гувачилири үчүн қандақ мәсилиләр әң муһим?

 БҮГҮНКИ күндә биз муһим икки мәсилигә дуч келимиз. Улар — Йәһваниң һөкүмранлиқ һоқуқини қоллаш вә Униң исмини муқәддәс қилиш. Биз Йәһва гувачилири сүпитидә, бу мәсилиләрни муһакимә қилишни яхши көримиз. Бирақ мошу икки мәсилә бир-биридин айрилмас өз ара бағлинишлиқ.

2 Һәммимиз шуни чүшинип йәттуқки, Худаниң исми чоқум муқәддәс қилиниши керәк. Йәнә биз Йәһваниң һөкүмранлиқ һоқуқи йәни һөкүмранлиқ қилиш усули әң яхши екәнлиги испатлиниши керәклигини биливалдуқ. Бу икки мәсилә биз үчүн бәкму муһим.

3. Йәһва дегән исим немини өз ичигә алиду?

3 Әмәлийәттә, Йәһва дегән исим Худайимиз тоғрилиқ һәммә нәрсини вә һөкүмранлиқ қилиш усулиниму өз ичигә алиду. Демәк Йәһва Худаниң исмиға дағ тәккүзмәй, уни муқәддәс қилиш муһим бир мәсилә дәп ейтсақ, Униң һөкүмранлиқ қилиш усулиму әң яхши екәнлиги чоқум испатлиниши керәк дәймиз. Йәһваниң исми билән Униң һөкүмранлиғи бир-биригә зич бағлинишлиқ (« Муһим бир мәсилә немиләрни өз ичигә алиду» намлиқ рамкиға қараң.).

4. Зәбур 134:13-айәттә, Худаниң исми тоғрилиқ немә ейтилған вә мошу мақалидә қандақ соалларни көрүп чиқимиз?

4 Йәһваниң исми бәкму алаһидә (Зәбур 134:13ни оқуң). Немә үчүн Худаниң исми шунчилик муһим? Униң исмиға дәсләптә қандақ дағ тәккүзилгән? Худа Өз исмини қандақ муқәддәс қилиду? Биз Худаниң исмини қоғдашқа һәссимизни қандақ қошалаймиз? Бу соалларни көрүп чиқайли.

ИСМИНИҢ МУҺИМЛИҒИ

5. Бәзиләр Худаниң исми муқәддәс болуш керәклигини аңлиғанда, қандақ соал қоюши мүмкин?

5 «Сениң исмиң муқәддәс болғай» (Мәт. 6:9). Әйса дуалиримизда Худаниң исминиң муқәддәс қилинишини тилға елишниң муһимлиғини ейтқан. Бирақ Әйсаниң бу сөзлири немини билдүриду? Бәзиләр мундақ ойлиши мүмкин: «Йәһваниң исми аллиқачан муқәддәс вә пак әмәсму?» Буниңға җавап тепиш үчүн Худаниң исми немини өз ичигә алидиғанлиғини билишимиз керәк.

6. Немә үчүн исим шунчә бәк муһим?

6 Исим бу пәқәт қәғәз йүзигә йезилип қоюлған һәрипләр билән яки үнлүк тәләппуз қилинған сөзла әмәс. Муқәддәс китапта мундақ дәп йезилған: «Яхши нам-атақ зор байлиқтин яхши» (Пәнд н. 22:1; Вәз 7:1). Немә үчүн исим шунчә бәк муһим? Чүнки адәмниң исми униң шан-шөһрәт яки инавити вә башқилар шу исим һәққидә немә ойлайдиғанлиғини өз ичигә алиду. Шуңа адәмниң исминиң қандақ һәрипләр билән йезилиши яки қандақ тәләппуз қилиниши муһим әмәс. Бәлки, башқилар бу исимни аңлиғанда яки көргәндә уларниң қәлбидә яки мейисидә қандақ из қалдуруши бәк муһим.

7. Адәмләр Худаниң исмиға қандақ дағ тәккүзгән?

7 Адәмләр Йәһва Худа тоғрилиқ ялған ейтса, Униң абройиға яки шан-шөһритигә һуҗум қилип, Униң исмиға дағ тәккүзиду. Ерәм беғида биринчи қетим Худа исмиға шундақ һуҗум қилинған. Әшу өтмүштә болған вәзийәттин немини үгинәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқайли.

ХУДАНИҢ ИСМИҒА БИРИНЧИ ҚЕТИМ ДАҒ ТӘККҮЗҮЛҮШИ

8. Адәм ата билән Һава ана немә билгән вә қандақ соаллар пәйда болған?

8 Адәм ата билән Һава ана Худаниң исми Йәһва екәнлигини вә У тоғрилиқ көп нәрсиләрни билгән. Мәсилән, улар Йәһваниң әҗайип җәннәт маканни, некалиқ турмушни вә һаятни соға қилған Яратқучи бәргәнлигини яхши билгән (Ярит. 1:26—28; 2:18). Лекин Йәһва Худаниң уларға қилған ишлири һәққидә тәпәккүр қилип ойлиниш үчүн мукәммәл мейиси, йәни мулаһизә қилиш қабилийитини давамлиқ ишләткәнму? Йәһва дегән исим билән аталған Шәхскә болған меһир-муһәббәт вә миннәтдарлиқни давамлиқ ашурдиму? Мошу соалларниң җаваплири Худаниң дүшмини Адәм ата билән Һава анини синиғанда рошән болған еди.

9. Яритилиш 2:16, 17; 3:1—5 айәтләргә асасән, Йәһва Худа тунҗа әр-аялға немә дегән, бирақ Шәйтан һәқиқәтни қандақ бурмилиған?

9 Яритилиш 2:16, 17; 3:1—5ни оқуң. Шәйтан иландин пайдилинип, Һава аниға мундақ соал қойған: «Худа расттинла силәргә бағдики барлиқ дәрәқләрдин йемәңлар, дедиму?» Шәйтанниң қойған соалида Худа тоғрилиқ йошурун селинған зәһәрдәк бир ялған бар еди. Әмәлийәттә, Худа уларға пәқәт бир дәрәқниң мевисидин йейишни мәнъий қилған. Бирақ башқа һәрхил дәрәқләрниң мевисини йейишкә рухсәт бәргән (Ярит. 2:9). Йәһва һәқиқәтән мәрт Худа. Лекин Худа бәлгүлигән бир дәрәқниң мевисидин йейишни Адәм ата билән Һава аниға рухсәт қилмиған. Шуңа Шәйтан соал арқилиқ һәқиқәтни бурмилиған. Шәйтан қаримаққа Худа мәрт әмәс дәп көрсәтмәкчи болған. Шу сәвәптин, Һава ана: «Растинла Йәһва Худа мениңдин яхши бир нәрсини йошуруватамду?»— дәп гуман қилған болуши мүмкин.

10. Шәйтан Худаниң исимға қандақ ашкарә төһмәт қилған вә униң ақивети қандақ болған?

10 Шәйтан әшу соални қойғанда, Һава ана йәнила Йәһва Худаға итаәтчан болған. У Шәйтанға Худаниң йемәслик һәққидики буйруғини ейтип бәргән. Һава ана сөзләргә сөз қошуп, һәтта дәрәққә қол тәккүзмәслик керәк дегән. У Худаниң агаһландурушиға қарши чиқса, чоқум өлидиғанлиғини яхши билгән. Лекин Шәйтан: «Яқ, силәр өлмәйсиләр»,— дегән (Ярит. 3:2—4). Шәйтан пәқәт мундақла бир ялғанни ейтмиған. У Һава аниға Йәһва Худа ялғанчи дәп, удул Худаниң исмиға төһмәт қилип, дағ кәлтүргән. Шундақ қилип, Шәйтан төһмәтчи яки Иблисқа айланған. Һава ана пүтүнләй алдинип, Шәйтанға ишәнгән (Тим. 1-х. 2:14). Әнди Һава ана Йәһва Худаға қариғанда, Шәйтанға көпирәк ишинип, нәтиҗидә еғир хаталиққа йетәкләйдиған қарарни чиқарған. У Йәһва Худаға итаәтсиз қилип, мәнъий қилинған мевини йейишкә башлиған. Андин кейин у Адәм атиға бәргән (Ярит. 3:6).

11. Адәм ата билән Һава ана немә қилиши керәк еди?

11 Келиң, Һава аниниң Шәйтанға қандақ җавап бериш керәклиги тоғрилиқ ойлайли. У мундақ җавап берәләйдиғанлиғини тәсәввур қилиң: «Сән ким, Сени тонумаймән? Мениң Атам Йәһва, мән Атамни яхши көримән вә Униңға ишинимән, У йолдишим вә маңа барчә нәрсиләрни бәргән. Сән Атамни яман дәп униңға тил тәккүзгүдәк болдуңму? Көзүмдин тез йоқал!» Йәһва Худа сөйүмлүк садиқ қизиниң шундақ сөзлирини аңлиған болса, қанчилик хошал болуп кетәр еди-һә! (Пәнд н. 27:11). Амма Һава ана Йәһва Худаға садиқ меһир-муһәббитини көрсәтмигән. Һәтта Адәм атиму шундақ қилалмиған еди. Адәм ата билән Һава аниниң Худаға меһир-муһәббити йетәрлик болмиғачқа, Атисиниң исмиға төһмәт қилинғанда, уни һимайә қилалмиған.

12. Шәйтан Һава аниниң мейисигә гуман уруғини қандақ чачқан вә Адәм ата билән Һава ана немә қилмиған?

12 Биз көргинимиздәк, У яхши Атиму, дәгән гуман уруғини Шәйтан Һава аниниң мейисигә чечиш арқилиқ Йәһваниң абройиға яки шан-шөһритигә һуҗум қилған. Адәм ата билән Һава ана болса, Йәһва Худаниң исми вә шан-шөһритини Шәйтанниң һуҗумидин қоғдалмиған. Улар Шәйтанниң өзлиригә асанла тәсир қилишиға йол ечип берип, Атисиға қарши чиққан. Шәйтан бүгүнки күндиму охшаш һейлә-микирлирини қоллиниду. У Йәһва Худаға төһмәт қилип, исмини булғиған. Шәйтанниң ялған сөзлиригә ишәнгән адәмләр, Йәһваниң һәққаний Һөкүмранлиғини асанла рәт қилиду.

ЙӘҺВА ХУДА ӨЗ ИСМИНИ МУҚӘДДӘС ҚИЛИДУ

13. Әзәкиял 36:23-айәттә, Муқәддәс китаптики әң асасий муһим хәвәр қандақ ипадиләнгән?

13 Йәһва Худа Өзигә қилинған шу төһмәттин Өзини қоғдимай, ләвини чишләп сәвир-тақәт қилип жүргәнму? Яқ! У Өзини қоғдиған. Муқәддәс китапниң бешидин ахирғичә Ерәм беғида һақарәт қилинған исмини дағдин пак қилиш үчүн Йәһва Худаниң немә қилғанлиғи тоғрилиқ ейтилиду (Ярит. 3:15). Муқәддәс китаптики әң асасий муһим хәвәрни мундақ хуласә қилсақ болиду — Йәһва Худа Өз Оғлиниң һөкүмранлиқ қилидиған Падишалиғи арқилиқ Өз исмини муқәддәс қилиду вә йәр йүзидә течлиқ билән адаләтни орнитиду. Шуңа Муқәддәс китапни оқусақ, Йәһва Худа Өз исмини қандақ муқәддәс қилидиғанлиғини чүшинимиз (Әзәкиял 36:23ни оқуң).

14. Йәһва Худаниң Ерәм беғидики исиянға болған инкаси Униң исмини қандақ муқәддәс қилған?

14 Йәһва Худаниң Өз мәхсәтлирини әмәлгә ашурушиға тосқунлуқ қилиш үчүн Шәйтан қолидин кәлгәнниң һәммисини қилған. Лекин у дайим йеңилип қалмақта. Муқәддәс китапта, Йәһва Худаниң қилған ишлири көрситилгән вә пәқәт У һәқиқий сөйүмлүк Ата вә әң яхши Һөкүмран екәнлигини испатлиған. Раст, Шәйтан вә униң тәрәпдарлириниң исияни Йәһваниң көңлини бәкму ағритқан (Зәб. 78:40). Амма Йәһва Худа бу мәсилини даналиқ, сәвирчанлиқ вә адаләт билән һәл қилған. У йәнә Өзиниң күч-қудритини сан-санақсиз усуллар билән көрсәткән. Әң муһим У һәрбир ишида Өз меһир-муһәббитини көрсәткән (Йоһ. 1-х. 4:8). Йәһва Худа Өз исмини муқәддәс қилишни һечқачан тохтатмайду.

Иблис Һава аниға Худани ялғанчи, дәп ейтқан. Әсирләр өтүп кәткән болсиму, Шәйтан давамлиқ Йәһва Худаға төһмәт қилип келиватиду (9, 10, 15-абзацларға қараң) b

15. Шәйтан Худаниң исмиға қандақ төһмәт қилиду вә униң нәтиҗиси қандақ боливатиду?

15 Шәйтан бизниң күнимиздиму Худаниң исмиға төһмәт қилмақта. У адәмләрниң қәлбидә Худа күчлүк, адил, дана вә меһир-муһәббәтлик Яратқучи екәнлигигә гуман пәйда қилишқа һәрикәт қилиду. Мәсилән, Шәйтан адәмләрни Йәһва Худа Яратқучи әмәс дәп, ишәндүрүшкә тиришиду. Әгәр адәмләр Худа бар дәп ишәнсә, Шәйтан уларни Худа вә Униң өлчәмлири чәкләнгән вә адил әмәс дәп ишәндүрмәкчи. У һәтта адәмләргә Йәһва Худа инсанларни дозақ отида көйдүрүп қийнайдиған таш жүрәк вә зораван Худа дәп үгитиду. Шу сәвәптин, адәмләр шундақ төһмәткә ишинип, кейинки қәдәмни бесиши мүмкин. Бу қәдәм — Йәһва Худаниң адил Һөкүмранлиғини рәт қилиш. Худа Шәйтанни йоқ қилмиғичә, у төһмәт қилишни давамлаштуриду вә бизгиму һуҗум қилип, бизни Йәһвадин үз өрүшкә аздуриду. У ғәлибә қазиналамду?

ЧОҢ МӘСИЛИДӘ СИЗНИҢ РОЛИҢИЗ

16. Адәм ата билән Һава ана қилалмиған ишни сиз қандақ қилалайсиз?

16 Йәһва Худа намукәммәл инсанларниң Униң исмини муқәддәс қилишта өз һәссисини қошушқа рухсәт қилиду. Шуңа сиз Адәм ата билән Һава ана қилалмиған ишни қилалайсиз. Һәтта Худаға төһмәт қилидиған вә Униң исмиға дағ кәлтүридиған адәмләрниң арисида яшаватқан болсиңизму, сиз Йәһваниң муқәддәс, адил, меһрибан һәм рәһим-шәпқәтлик екәнлигини ейталайсиз (Йәшая 29:23). Сиз Униң Һөкүмранлиғини қоллап-қувәтләләйсиз. Сиз адәмләргә пәқәт Йәһва Худаниң Һөкүмранлиғи һәқиқий, адил һәм у һәммә мәвҗудатларға бәхит-саадәт вә тинчлиқ елип келидиғанлиғини чүшинишкә ярдәм берәләйсиз (Зәб. 37:9, 37; 146:5, 6, 10).

17. Әйса Атисиниң исмини башқиларға қандақ тонутқан?

17 Биз Йәһва Худаниң исмини қоғдиғанда, Әйса Мәсиһни үлгә қилалаймиз (Йоһ. 17:26). Әйса Атисиниң исмини тилға елипла қоймиған, бәлки Униң шан-шөһритини қоғдиған еди. Мәсилән, пәрисийләр Йәһвани қаттиқ қол, буйруқваз, рәһимсиз вә адәмләргә соғ муамилә қилидиған Худа дәп көрсәткән. Бирақ Әйса буниңдин башқичә сүрәтләп бәргән. У Худаниң инсанларға һисдашлиқ қилидиған, сәвир-тақәтлик, меһир-муһәббәтлик вә кәчүрүшкә тәйяр Ата екәнлигини башқиларниң көрүп йетишигә ярдәм бәргән. Әйса күндилик турмушида Өз Атисиниң пәзиләтлирини мукәммәл түрдә әкс әттүрүп, адәмләрниң Йәһва Худани тонушиға ярдәм бәргән (Йоһ. 14:9).

18. Йәһва Худа тоғрисидики ялғанни вә төһмәтни қандақ ағдуруп ташлаймиз?

18 Әйсаға охшаш бизму Йәһва Худа тоғрилиқ билгәнлиримизни башқиларға ейтип, Униң меһир-муһәббәтлик вә меһрибан Худа екәнлигини уларға үгитәләймиз. Шундақ қилип, Йәһва Худа һәққидә қилинған ялғанчилиқни вә төһмәтни йоққа чиқиримиз. Худаниң исмини адәмләрниң қәлбидә вә мейисидә муқәддәс тутушиға ярдәм бәрсәк, шу исминиң муқәддәс болушиға өз һәссимизни қошалаймиз. Йәнә биз намукәммәл болсақму, Йәһва Худадин үлгә алалаймиз (Әфәс. 5:1, 2). Гәп-сөз вә иш-һәрикәтлиримиз арқилиқ Йәһваниң һәқиқий қандақ Худа екәнлигини көрсәткәндә, Униң исмини муқәддәс қилишқа ярдәм берәләймиз. Адәмләрни натоғра ой-пикирләрдин азат қилип, Худаниң исмини ақлашқа ярдәм берәләймиз. Шуниңдин башқа, биз намукәммәл адәмләрниң Худаға болған садақәтмәнлигини сақлалайдиғанлиғини испатлап көрситимиз (Аюп 27:5).

Биз Муқәддәс китапни үгиниватқанларға Йәһва Худаниң меһрибан, меһир-муһәббәтлик Шәхс екәнлигини чүшинишкә ярдәм беримиз (18, 19-абзацларға қараң) c

19. Йәшая 63:7-айәткә асасланғанда, бизниң тәлим беришимизниң асасий мәхсити немә?

19 Биз әмәлийәттә қоллинишқа болидиған йәнә бир муһим савақни көрүп чиқайли. Башқа адәмләргә Муқәддәс китап тәлимлирини үгәткәндә, Худаниң һөкүмранлиғини вә Униң Каинатни башқурушқа һоқуқи барлиғини пат-пат тәкитләймиз. Худаниң қанунлири тоғрилиқ ейтиш муһим болсиму, бизниң бәк асасий мәхситимиз — башқиларниң асмандики Атимиз Йәһвани яхши көрүшни үгитишигә вә Униңға садақәтмән болуп қелишиға ярдәм бериш. Биз Йәһва Худаниң исминиң арқисида қандақ Шәхс туридиғанлиғини тәкитләп, Униң есил пәзиләтлиригә көпирәк диққәт ағдуримиз (Йәшая 63:7ни оқуң). Шундақ тәлим бәргинимиздә, башқиларниң Йәһва Худани яхши көрүшигә ярдәм беримиз. Йәнә улар Йәһваға садиқ болушини халиғачқа, Униңға бойсунушни үгитәләймиз.

20. Келәрки мақалидә немә һәққидә мулаһизә қилимиз?

20 Ундақта, жүрүш-турушум вә мән тәлим бериватқан усул Йәһва Худаниң исминиң шан-шөһритини ашурамду вә башқиларни Униңға җәлип қиламду? Мән шундақ қиливатқанлиғимға қәтъий қарар қилалаймәнму? Келәрки мақалә бу соалларға җавап тепишқа ярдәм бериду.

138-НАХША Йәһва — Сениң исмиң

a Инсанлар һәм пәриштиләр қандақ муһим бир мәсилигә дуч кәлмәктә? Немә үчүн бу мәсилә шунчә бәк муһим вә униң биз билән қандақ мунасивити бар? Бу мәсилиләрни вә униң билән бағлинишлиқ соалларниң җаваплирини билиш Йәһва Худа билән болған мунасивитимизни мустәһкәмләшкә ярдәм бериду.

b СҮРӘТТӘ: Иблис Худаға төһмәт қилип, Һава аниға Худани ялғанчи дәп ейтқан. Әсирләр өтүп, Шәйтан Йәһва Худани таш жүрәк вә У бизни яратмиған дегән ялған тәлимләрни тарқатмақта.

c СҮРӘТТӘ: Бурадәр үгинишни өткүзгәндә, Худа қандақ Шәхс екәнлигини тәкитләйду.