Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

21-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

«Бу дунияниң даналиғиға» алдинип қалмаң

«Бу дунияниң даналиғиға» алдинип қалмаң

«Бу дунияниң даналиғи Худа үчүн ахмақлиқтур» (КОР. 1-х. 3:19).

37-НАХША Муқәддәс китап Худаниң илһами билән йезилған

БУ МАҚАЛИДӘ *

1. Муқәддәс китапта йезилғанлар бизгә қандақ пайда әкелиду?

ЙӘҺВА ХУДАДИН башқа улуқ устаз йоқ. Шуңа биз мәйли қандақ қийинчилиққа дуч келәйли, уни һәл қилалаймиз (Йәшая 30:20, 21). Униң Сөзи бизгә «һәммидин хәвәрдар болуп, һәрқандақ яхши ишқа толуғи билән тәйяр болуш» үчүн керәклик һәммини бериду (Тим. 2-х. 3:17). Биз Муқәддәс китапта йезилған нәсиһәтләргә мас яшисақ, «бу дунияниң даналиғидин» ешип чүшидиған даналиққа егә болумиз (Кор. 1-х. 3:19; Зәб. 119:97—100).

2. Бу мақалидин немини билимиз?

2 Бу дунияниң даналиғи адәмләрни тәнниң һәвәслирини қанаәтләндүрүшкә үндәйду. Шу сәвәптин, бу дунияниң көзқаришиға қарши туруп, көпчиликкә охшаш һәрикәт қилмаслиқ үчүн көп күч чиқиришимиз керәк. Муқәддәс китап бизни: «Пәхәс болуңларки,... инсаний әнъәниләр вә бу дунияниң принциплири бойичә, пәлсәпә һәм ялған гәпләр арқилиқ... силәргә олҗидәк егә болувалидиған кимду-бирси пәйда болмисун»,— дәп агаһландуриду (Кол. 2:8). Бу мақалидә биз тарихқа нәзәр селип, көплигән адәмләрниң Шәйтан ойлап чиқарған икки ялған ойға қандақ ишинип кәткәнлигини көрүп чиқимиз. Биз бу дунияниң даналиғи немә сәвәптин ахмақлиқ екәнлигини вә Худаниң Сөзидики даналиқ мошу дуния тәғдим қиливатқан һәрбир нәрсидин нәқәдәр җуқури туридиғанлиғини биливалимиз.

ҖИНСИЙ ӘХЛАҚҚА БОЛҒАН КӨЗҚАРАШНИҢ ӨЗГИРИШИ

3, 4. ХХ-әсирниң бешида адәмләрниң әхлаққа болған көзқариши қандақ өзгәрди?

3 XX-әсирниң бешида адәмләрниң җинсий әхлаққа болған көзқариши қаттиқ өзгәрди. Бурун адәмләр җинсий алақә пәқәт өйләнгән әр киши билән аял кишиниң арисида болуш керәк дәп ойлиған вә җинсий мунасивәт тоғрисида очуқ сөзләшмигән. Лекин адәмләрниң әхлаққа болған көзқариши өзгирип, җинсий әхлақсизлиқ кәң тарқалди.

4 1920-жилларда әхлақий өлчәмләр түп йилтизидин өзгәрди. Бир тәтқиқатчи мундақ дәйду: «Фильмлар, сәһнилик көрүнүшләр, нахшилар, китап-журналлар вә еланлар җинсий алақигә қизиқишни ойғитишқа башлиди». Шу жиллири җинсий һәвәсләрни қозғитидиған уссуллар вә кийим кийиш үлгилири көпийип кәткән еди. Муқәддәс китапта алдин-ала ейтилғандәк, заман ахирида адәмләр «һузурлинишни яхши көридиған» болиду (Тим. 2-х. 3:4).

Йәһваниң хәлқи дунияниң җинсий әхлаққа болған бурмиланған көзқаришиниң тәсиридә тәврәнмәй турған (5, 9-абзацларға қараң) *

5. 1960-жиллардин тартип адәмләрниң әхлаққа болған көзқариши қандақ өзгирип кәтти?

5 1960-жиллардин тартип нека қурмай биллә туруш, аҗришиш вә охшаш җинислиқ кишиләрниң муһәббәтлишиши кәң тарқилип кәткән. Җинсий алақә очуқ көрситилидиған оюн-тамашә түрлири көпәйди. Буниң ақивети қандақ болди? Бир язғучиниң ейтишичә, бу аилиләрниң бузулушиға вә чүшкүнлүккә әкәлди. Шундақла балилирини ялғуз тәрбийиләйдиған ата яки анилар һәм порнографиягә хумар болғанлар көпийип кәтти. СПИДқа охшаш җинсий мунасивәт арқилиқ жуқидиған кесәлликләрниң көпийиши — бу дунияниң даналиғи ахмақлиқ екәнлигиниң испати (Пет. 2-х. 2:19).

6. Җинсий алақигә болған натоғра көзқарашни Шәйтан немә үчүн яхши көриду?

6 Җинсий алақигә болған шундақ көзқарашни Шәйтан яхши көриду. Нека вә җинсий мунасивәттә болуш мүмкинчилиги — Худадин кәлгән соға. Адәмләр бу соғини натоғра қолланғанда, Шәйтан бөкини асманға етип хошал болиду, чүнки бу Худа һәдийә қилған неканиң қәдрини чүшириду (Әфәс. 2:2). Җинсий әхлақсизлиқ Йәһва Худаниң адәмләргә пәрзәнт көрүш үчүн берилгән әҗайип соғисини бир тийин қилипла қоймай, мәңгү һаят кәчүрүш үмүтидин айриду (Кор. 1-х. 6:9, 10).

ХУДАНИҢ ҖИНСИЙ ӘХЛАҚҚА БОЛҒАН КӨЗҚАРИШИ

7, 8. Муқәддәс китап җинсий мунасивәт һәққидә қандақ көзқарашни үгитиду?

7 Бу дунияниң даналиғини сиңдүрүвалған адәмләр Муқәддәс китапниң нәсиһәтлирини заңлиқ қилип, улар конирап кәтти дәйду. Шундақ адәмләр: «Худа бизни җинсий һәвәс билән яратса, немә үчүн һәвисимизни тизгинлишимиз керәк?»— дәп ейтиши мүмкин. Шундақ кишиләрниң пикричә, адәм һәрбир хаһишини қанаәтләндүрүши керәк. Амма Муқәддәс китап тамамән башқичә үгитиду. Биз тән һәвәслиригә берилмәй, өзүмизни туталаймиз (Кол. 3:5). Шундақла адәмләр җинсий еһтияҗлирини тоғра қандуруш үчүн Йәһва некани орунлаштурған (Кор. 1-х. 7:8, 9). Әр-аял җинсий еһтияҗлирини орунлуқ түрдә қанаәтләндүрәләйду. Лекин турмуш қурмай җинсий алақидә болғанлар виждан азавини тартиду.

8 Муқәддәс китап җинсий мунасивәткә тоғра көзқарашта болушни үгитиду. Раст, җинсий мунасивәт әр-аялға һузур бәхш етиши мүмкин (Пәнд н. 5:18, 19). Бирақ Муқәддәс китапта мундақ дейилгән: «Һәрқайсиңлар өз бәдиниңларни муқәддәсликтә һәм иззәт-һөрмәттә тутушни билиңлар. Әксичә Худани тонумайдиған хәлиқләргә хас туталмайдиған шәһваний һәвәсликкә йол қоймаңлар» (Сал. 1-х. 4:4, 5).

9. a) XX-әсирниң бешида Йәһва Өз хәлқигә Муқәддәс китаптики даналиққа тайинишқа қандақ ярдәм бәрди? ә) Йоһанниң 1-хети 2:15, 16дә қандақ дана мәслиһәт йезилған? б) Римлиқларға 1:24—27дә йезилғандәк, қандақ әхлақсиз ишлардин нери болушимиз керәк?

9 XX-әсирниң бешида Йәһваниң хәлқи «һар-номусни жүтирип» кәткәнләрниң бурмиланған көзқаришиниң тәсиридә тәвринип қалмиған (Әфәс. 4:19). Улар Йәһва Худаниң җуқури өлчәмлирини мәһкәм тутқан еди. 1926-жилниң 15-май санидики «Күзитиш мунарида» мундақ дәп йезилған: «Һәрбир әр киши яки аял кишиниң ой-пикирлири билән иш-һәрикәтлири пак вә үлгилик болуши керәк, болупму ят җинислиқ киши билән муамилә қилғанда». Бу дуниядики адәмләр қандақ ишларни қилмисиму, Йәһваниң хәлқи Униң Сөзидики даналиққа тайиниду (Йоһанниң 1-хети 2:15, 16ни оқуң). Биз Муқәддәс китап үчүн бәк миннәтдар! Җинсий әхлаққа тоғра көзқарашта болуп, бу дунияниң даналиғиға алдинип қалмаслиғимиз үчүн Йәһва бериватқан роһий озуқни наһайити қәдирләймиз * (Римлиқларға 1:24—27ни оқуң).

АДӘМЛӘРНИҢ ӨЗИГӘ БОЛҒАН КӨЗҚАРИШИНИҢ ӨЗГИРИШИ

10, 11. Муқәддәс китапта ахир заман тоғрилиқ немә ейтилған?

10 Муқәддәс китапта ахир заманда «инсанлар өзинила ойлайдиған» болиду дәп алдин-ала ейтилған еди (Тим. 2-х. 3:1, 2). Бу дунияда шәхсийәтчиликниң кәң тарқалғанлиғи һәйран қаларлиқ әмәс. Бир китапта йезилғандәк, 1970-жиллири «утуққа еришишкә ярдәм беридиған мәслиһәтләргә толған китаплар көпәйди». Шу китапларниң бәзилири оқурмәнләрни өзини яхширақ билип, шу пети билән қелишқа вә «мениң бирму камчилиғим йоқ» дәп ойлашқа дәвәт қилған. Мәсилән, бир китапта: «Аләмдики әң әҗайип, әң гөзәл вә сөйүшкә лайиқ адәмни яхши көрүң. У — өзүңиз»,— дәп йезилған. Шу китапта адәм немини қилишни халиса, өзи билиду, немини тоғра дәп билсә, шуни қилиши керәклиги йезилған.

11 Бу сөзләрни аңлап баққанму? Өз вақтида Шәйтанму Һава анини шундақ қилишқа дәвәт қилған. Шәйтан униңға: «Яхши вә яманни билидиған Худадәк болисиләр»,— деди (Ярит. 3:5). Бүгүнки күндә адәмләр өзлири тоғрилиқ һәддидин зиядә көп ойлиғач, улар һечким, һәтта Худаму, неминиң тоғра вә неминиң натоғра екәнлигини ейталмайду дәп һесаплайду. Шундақ ой-пикир болупму адәмләрниң некаға болған көзқаришидин ениқ көрүниду.

Худаниң хизмәтчиси башқиларниң, болупму өмүрлүк җүптиниң, мәнпәитини өзиниңкидин жуқури һесаплайду (12-абзацқа қараң) *

12. Бу дуниядики адәмләр некаға қандақ қарайду?

12 Муқәддәс китап әр-аялларни бир-бирини һөрмәтләшкә вә бир-биригә вападар болушқа үндәйду. Муқәддәс китаптики «әр киши ата-анисидин айрилип, өз аялиға чаплишиду вә улар бир тән болиду» дегән сөзләр әр-аялни бир-бирини һечқачан ташлап кәтмәсликкә дәвәт қилиду (Ярит. 2:24). Бу дунияниң даналиғиға мас яшайдиғанлар болса, әксинчә, һәрбир киши пәқәт өз мәнпәитини ойлиши керәк дәйду. Бәзи дөләтләрдә қиз билән жигит той қилғанда, улар көпчиликниң алдида «өлгичә биллә болумиз» дәп қәсәм ичиду. Нурғун адәмләр бу қәсәм сөзлирини өзгәртиветип, «муһәббәт оти өчмигичә биллә болумиз» дәйду. Адәмләр нека риштиси мәңгүгә бағланғанлиғини етирап қилмиғанлиқтин, көплигән аилиләр бузулған вә сансиз көңүлләр яриланған. Шүбһисизки, дунияниң некаға болған көзқариши ахмақлиқтур.

13. Йәһва немә үчүн тәкәббур кишиләрдин нәпрәтлиниду?

13 Муқәддәс китапта: «Һәрбир тәкәббурлуққа толған көңүл Пәрвәрдигарға жиркиничликтур»,— дәп йезилған (Пәнд н. 16:5). Йәһва немә үчүн тәкәббур кишиләрдин нәпрәтлиниду? Буниң бир сәвәви — өзини һәддидин ташқири сөйидиған адәмләр Шәйтанниң көзқаришини әкс әттүриду. Ойлап көрүң, һәммә нәрсә Әйса арқилиқ яритилған. Лекин Шәйтан Әйсани сәҗдә қилип, униңға ибадәт қилиду дәп ойлиған. Немә дегән тәкәббурлуқ! (Мәт. 4:8, 9; Кол. 1:15, 16). Тәкәббур кишиләр өзини дана дәп һесаплайду, амма Худаниң көз алдида уларниң даналиғи ахмақлиқтур.

ӨЗИНИ ОЙЛАШҚА БАҒЛИҚ ХУДАНИҢ КӨЗҚАРИШИ

14. Римлиқларға 12:3тики сөзләр өзүмиз тоғрилиқ тәңпуң көзқарашта болушқа қандақ ярдәм бериду?

14 Муқәддәс китап бизни өзүмиз тоғрилиқ тәңпуң көзқарашта болушқа дәвәт қилиду. Әлвәттә, өзүмизни яхши көрүшимиз керәк. Әйса: «Йениңдики кишини өзүңни яхши көргәндәк көргин»,— дегән. Демәк, қандақту бир дәриҗидә өзүмиз һәққидә ойлишимиз керәк (Мәт. 19:19). Бирақ Муқәддәс китап өзүмизни башқилардин үстүн һесаплишимиз керәк дәп үгәтмәйду. Худаниң Сөзидә: «Һечнәрсини талаш-тартиштин яки шөһрәтпәрәсликтин қилмаңлар, әксичә әқил мулайимлиғидин башқиларни өзүңлардин артуқ дәп санаңлар»,— дәп йезилған (Флп. 2:3; Римлиқларға 12:3ни оқуң).

15. Муқәддәс китаптики адәмниң өзигә болған көзқариши һәққидики мәслиһәтләр немә үчүн пайдилиқ?

15 Бүгүнки күндә өзини дана дәп һесаплайдиған көплигән адәмләр Муқәддәс китаптики мәслиһәтләрни ахмақлиқ дәп ойлайду. Шундақ адәмләр башқиларни өзүңдин үстүн көрсәң, улар бешиңға чиқип, сениңдин пайдилинип кетиду дегән ойда. Лекин шундақ көзқарашниң ақивети немә болиду? Пәқәт өзинила ойлайдиған адәмләр бәхитликму? Уларниң аилиси бәхит-саадәткә ериштиму? Уларниң һәқиқий достлири барму? Улар Худа билән дост болаламду? Сизниңчә қайсиси адәмни утуққа ериштүриду, бу дунияниң даналиғиму яки Худаниң даналиғиму?

16, 17. Биз немә үчүн миннәтдар вә немә сәвәптин?

16 Бу дунияниң даналиғини издигән адәмләр өзи адишип қалған адәмдин йол сориған сәяһәтчигә охшайду. Әйса өз замандашлири дана дәп һесаплиған адәмләр һәққидә: «Улар — қарғу йетәклигүчиләр. Әгәр қарғу қарғуни башлап маңса, һәр иккилиси ориға чүшүп кетиду»,— дәп ейтқан (Мәт. 15:14). Дәрһәқиқәт, бу дунияниң даналиғи Худаниң көз алдида ахмақлиқтур.

Худаниң хизмәтчилири өткән һаятини әсләп, Йәһваниң даналиғиға тайинип яшиғанлиғиға хошал болуватиду (17-абзацқа қараң) *

17 Муқәддәс китаптики мәслиһәтләр һәр вақитта «тәлим бериш үчүн, ашкарилаш үчүн, түзитиш үчүн, һәққанийлиқта тәрбийиләш үчүн пайдилиқтур» (Тим. 2-х. 3:16). Йәһва Худа тәшкилати арқилиқ бизни бу дунияниң даналиғидин һимайә қилғанлиғи үчүн биз Униңға бәк миннәтдар (Әфәс. 4:14). У бизгә бәргән роһий озуқ Униң Сөзидики өлчәмләрни чиң тутушимизға күч бериду. Һәр вақитта утуққа ериштүридиған Муқәддәс китаптики даналиққа тайиниш биз үчүн чоң шан-шәрәп!

32-НАХША Тәврәнмәй чиң турайли!

^ 5-абзац Биз әң дана нәсиһәт Йәһвадин келидиғанлиғини көрүп чиқимиз вә бу дунияниң даналиғи бойичә яшаш ечинарлиқ ақивәткә әкелидиғанлиғини биливалимиз. Шуниң билән, Худа Сөзидики даналиққа мас яшиғанлар бәхитлик һаят кәчүридиғанлиғини ениқ көрүмиз.

^ 50-абзац СҮРӘТТӘ: Гувачи әр-аялниң һаятиниң һәр түрлүк вәзийәтлири көрситилгән. Улар 1960-жилларниң ахирида биллә вәз қиливатиду.

^ 52-абзац СҮРӘТТӘ: 1980-жиллири аяли ағрип қалғанда, йолдиши униңға ғәмхорлуқ қиливатиду. Йенида қизи.

^ 54-абзац СҮРӘТТӘ: Бүгүнки күндә бу әр-аял өткән һаятини әсләп, чоң болған қизи вә униң аилисигә сүрәтләрни көрситиватиду.