Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

22-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Тәтқиқ қилиш адитини йетилдүрәйли

Тәтқиқ қилиш адитини йетилдүрәйли

«Муһимирақ нәрсигә [көз йәткүзүңлар]» (ФЛП. 1:10).

37-НАХША Муқәддәс китап Худаниң илһами билән йезилған

БУ МАҚАЛИДӘ *

1. Немә үчүн бәзилириниң тәтқиқ қилишқа чамиси йәтмәйду?

БҮГҮНКИ КҮНДӘ җан беқиш асан әмәс. Көп қериндашлиримиз аилисини беқиш үчүн көп ишләйду. Нурғун қериндашларниң ишқа берип-келиш үчүн көп вақти кетиду. Көплири күн көрүш үчүн тәр төкүп еғир иш қилиду. Күнниң ахирида улар һерип һалидин кетиду, шуңа тәтқиқ қилишқа чамиси йәтмәйду.

2. Сиз Муқәддәс китапни вә әдәбиятларни қайси вақитта оқуп тәтқиқ қилисиз?

2 Мәйли әһвалимиз қандақ болсун, Худа Сөзини вә униңға асасланған әдәбиятларни оқуш вә үгиниш үчүн вақит тепишимиз керәк. Буниңсиз Йәһва Худаға йеқинлишиш вә мәңгү һаятқа еришиш мүмкин әмәс (Тим. 1-х. 4:15, 16). Бәзи қериндашлар шәхсий үгинишни өткүзүш үчүн сәһәрдә туруп, мәлуматни яхши әстә сақлайдиған яки өйдикиләр ухлаватқан тинч вақитни пайдилиниду. Башқилар Муқәддәс китапни вә әдәбиятларни оқуп, чоңқур ойлиниш үчүн ухлаштин авал бираз вақит бөлиду.

3, 4. Бесип чиқирилидиған вә торбәттә чиқидиған мәлуматларниң сани қанчә вә немә үчүн қисқартилған?

3 Әлвәттә, тәтқиқ қилиш үчүн вақит чиқириш бәк муһим. Лекин биз немини үгинишимиз керәк? «Оқуйдиған мәлуматлар чачтин тола, һәммисини оқуп болуш мүмкин әмәсқу»,— дәп ойлайдиғансиз. Бәзилири торбетимиз вә JW интернет телевизиясидә чиқидиған һәммә мәлуматни оқушқа һәм көрүшкә үлгәрсиму, бу һәрбир қериндашниң қолидин кәлмәйду. Рәһбәрлик кеңәш буни чүшиниду. Шу сәвәптин йеқинда, бесип чиқирилидиған вә торбәттә чиқидиған мәлуматларниң санини қисқартиш қарар қилинди.

4 Мәсилән, jw.org® торбетидә вә JW интернет телевизиясидики айлиқ программиларда илһамландуридиған вақиәләр чиқип турғанлиқтин, «Йәһва гувачилириниң жилнамиси» нәшир қилинмайду. «Күзитиш мунари» вә «Ойғиниңлар!» журналлириниң аммивий нәшри жилиға пәқәт үч қетим чиқидиған болди. Бу өзгиришләр башқа ишлар билән шуғуллинишимиз үчүн әмәс, муһимирақ нәрсиләргә вақит чиқиришимиз үчүн қилинған (Флп. 1:10). Келиңлар, неминиң муһимирақ екәнлигини қандақ ениқлашқа вә издиништин қандақ көпирәк пайда елишқа болидиғанлиғини көрәйли.

НЕМИНИҢ МУҺИМИРАҚ ЕКӘНЛИГИГӘ КӨЗ ЙӘТКҮЗҮҢ

5, 6. Биз қайси әдәбиятларни оқуп-үгинишимиз керәк?

5 Биринчи новәттә биз немини оқуп-үгинишимиз керәк? Худаниң Сөзи Муқәддәс китапни. Оқуватқан нәрсиләр үстидә чоңқур ойлашқа вә қошумчә мәлуматларни оқушқа көпирәк вақит бөләлишимиз үчүн, һәптә ичидә оқулидиған Муқәддәс китап үзүндиси қисқарди. Бизниң мәхситимиз пәқәт айәтләрни оқуп қоюш әмәс, бәлки Муқәддәс китаптики сөзләрниң жүригимизгә тәсир қилишиға йол қоюш вә Йәһва Худаға йеқинлишиш (Зәб. 19:14).

6 Биз йәнә немини оқуп-үгинишимиз керәк? Әлвәттә, биз «Күзитиш мунариға» вә һәптә ичидики Муқәддәс китапни җамаәттә үгинишкә тәйярлинишимиз лазим. Шундақла биз «Күзитиш мунари» вә «Ойғиниңлар!» журналлириниң һәрбир санини оқушимиз керәк.

7. Торбетимиздики мәлуматларниң һәммисини оқушқа вә көрүшкә вақит тепиш қийин болса, немә үчүн әнсиримәслигимиз керәк?

7 Бәлким, сиз: «Шундақ, буларниң һәммисини оқуймән, бирақ торбетимиздики вә JW интернет телевизиясидики мәлуматларниң һәммисини оқушқа вә көрүшкә вақитни нәдин тапимән?»— дәйдиғансиз. Сиз ресторанға кәлдиңиз дәйли. Дәстиханда һәрхил тамақ, йемәк-ичмәкләр бар, бирақ сиз һәммисиниң тәмини тетип көрәлмәйсиз. Шуниң үчүн сиз тамақниң пәқәт бирнәччисини таллайсиз. Шуниңға охшаш, торбетимиздики мәлуматларниң һәммисини оқушқа вә көрүшкә вақит тепиш қийин болса, әнсиримәң. Чамиңиз йәткүчә оқушқа вә көрүшкә тиришиң. Һазир шәхсий үгинишни қандақ өткүзүшкә болидиғанлиғини вә издиништин көпирәк пайда елиш үчүн немә қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.

ИЗДИНИШ — ӘМГӘКТУР

8. «Күзитиш мунариға» қандақ тәйярлиқ қилишқа болиду? Шундақ усул немә үчүн пайдилиқ?

8 Издиниш дегинимиз мәлуматни диққәт қоюп вә мәхсәт билән оқуш. Лекин бу пәқәт текстни бир қарап чиқишни яки җавапларниң астиға сизип қоюшни билдүрмәйду. Мәсилән, «Күзитиш мунариға» тәйярлиқ қилғанда, әң авал «Бу мақалидә» дегән йәргә қараң. Андин мақалиниң мавзусиға, кичик мавзуларға вә тәкрарлаш соаллириға диққәт қаритиң. Кейин мақалини алдиримай, зәң қоюп оқуң. Асасий ой-пикирләргә диққәт ағдуруң. Адәттә улар абзацниң биринчи җүмлисидә йезилиду. Шу җүмлидин абзацта қайси ой-пикир муһакимә қилинидиғанлиғини биливелишкә болиду. Мақалини оқуватқанда, һәрбир абзац кичик мавзу вә мақалиниң темиси билән қандақ бағлиниши барлиғини чүшинишкә тиришиң. Чоңқурирақ чүшинишни халайдиған натонуш сөзләрни вә ой-пикирләрни йезивелиң.

9. a) Немә үчүн «Күзитиш мунарини» тәтқиқ қилғанда айәтләргә көңүл бөлүшимиз муһим вә буни қандақ қилалаймиз? ә) Йәшуа 1:8дә йезилғандәк, айәтләрни оқуштин башқа йәнә немә қилишимиз муһим?

9 «Күзитиш мунарини» тәтқиқ қилишниң мәхсити — Муқәддәс китапни чүшиниш. Шу сәвәптин, биз айәтләргә, болупму учришишта оқулидиған айәтләргә, алаһидә көңүл бөлүшимиз муһим. Айәттики ачқучлуқ сөз-ибариләр абзацтики асасий ойни қандақ тәкитләйдиғанлиғини байқашқа тиришиң. Буниңдин башқа айәтләр үстидә вә уларни һаятиңизда қандақ қоллинишқа болидиғанлиғи һәққидә чоңқур ойлинишқа вақит бөлүң (Йәшуа 1:8ни оқуң).

Ата-анилар, балилириңларни тәтқиқ қилишқа үгитиңлар (10-абзацқа қараң) *

10. Ибранийларға 5:14кә асасән, ата-анилар аиләвий ибадәттә немә үчүн балилириға тәтқиқ қилишни вә издинишни үгитиши керәк?

10 Әлвәттә, ата-анилар балилириниң аиләвий ибадәтни тақәтсизлик билән күтүп, униңға хошаллиқ билән қатнишишини халайду. Гәрчә ата-анилар балилири билән немә тоғрисида сөзлишидиғанлиғини алдин-ала тәйярлисиму, һәр һәптә алаһидә бир нәрсә ойлап чиқиришниң һаҗити йоқ. Аиләвий ибадәттә JW интернет телевизиясидики һәр айда чиқидиған программини көрүшкә яки бәзидә Нуһниң кемисини дорап макет ясаштәк қизиқарлиқ ишларни қилишқа болиду. Лекин балилар тәтқиқ қилишниму үгиниши керәк. Мәсилән, улар җамаәт учришишлириға тәйярлиқ қилишни яки мәктәптики қийинчилиқларни һәл қилишқа ярдәм беридиған мәлуматни тепишни үгиниши лазим (Ибранийларға 5:14ни оқуң). Әгәр улар өйдә оқуп-үгинишкә вақит бөлсә, һәтта учришишларда вә конгрессларда видеолар көрситилмигәндиму, зәң қоюп тиңшалайду. Аиләвий ибадәтниң қанчә вақит өтидиғанлиғи балиларниң йешиға вә миҗәз-хулқиға бағлиқ.

11. Немә сәвәптин Муқәддәс китапни үгиниватқан адәмләргә тәтқиқ қилишни үгитишимиз муһим?

11 Муқәддәс китапни үгиниватқан адәмләргиму тәтқиқ қилишни үгитишимиз керәк. Үгинишни йеңидин башлиғанда, улар җавапларниң астиға сизип қойса, бу бизни хошал қилиду. Бирақ биз уларни издиниш вә сүпәтлик шәхсий үгиниш өткүзүшкә үгитишимиз керәк. Шундақ қилсақ, улар қийинчилиққа дуч кәлгәндә, дәрру җамаәттики қериндашлардин немә қилишини соримай, бәлки керәк мәлуматни әдәбиятлиримиздин өзлири тапалайдиған болиду.

МӘХСӘТ ҚОЮҢ

12. Издинишимизниң мәхсити немидә?

12 Издинишни яқтурмисиңизчу? Бирәр нәрсини өзгәртишкә боламду? Һә. Бешида издинишкә аз вақит аҗритип көрүң, андин аста-аста бу вақитни узартсиңиз болиду. Үгинишиңизниң мәхситини әстин чиқармаң. Әң муһим мәхситиңиз — Йәһва Худаға техиму йеқинлишиш. Башқа мәхсәтләрни қойсиңизму болиду. Мәсилән, бәзидә қийинчилиғиңизни һәл қилиш үчүн яки кимду-бирси қойған соалниң җававини тепиш үчүн мәлуматларни издишимизгә тоғра келидиғанду.

13. a) Яшлар мәктәптә һәқиқәтни қандақ қоғдалайду? ә) Колосилиқларға 4:6дики сөзләрни қандақ қоллансиңиз болиду?

13 Бәлким, сиз мәктәптә оқуватқансиз. Синипдашлириңиз дөләт гимнини ейтмиғанлиғиңиз үчүн сизни заңлиқ қилиши яки бесим қилиши мүмкин. Сиз Муқәддәс китап асасида өз көзқаришиңизни чүшәндүрүп беришни халайсиз, бирақ ойлиримни тоғра йәткүзәлмәймән дәп ғәм-әндишә қилидиғансиз. Ундақта, бу мавзу һәққидә издиниң. Икки мәхсәт қойсиңиз болиду: 1) бу дунияға мәнсүп әмәслигиңизни көрситиш үчүн етиқадиңизни мустәһкәмләш вә 2) һәқиқәтни техиму яхши қоғдашни үгиниш (Йоһ. 17:16; Пет. 1-х. 3:15). Өзүңиздин: «Синипдашлирим немә сәвәптин миллий гимнни орунлайду?» дәп сорисиңиз болиду. Андин әдәбиятларни қоллинип, буни пухта тәтқиқ қилиң. Өз көзқаришиңизни қоғдаш сиз ойлиғандәк қийин болмаслиғи мүмкин. Көпчилик нам-абройлуқ кишиниң сөзигә киргәнликтинла гимнни орунлайду. Һәқиқәтни издәватқан адәм үчүн Муқәддәс китапқа асасланған бир-икки дәлил-испатниң өзи йетәрлик болуши мүмкин (Колосилиқларға 4:6ни оқуң).

ҚИЗИҚИШИҢИЗНИ КҮЧӘЙТИҢ

14—16. a) Анчә яхши билмәйдиған китапларни билишкә немә ярдәм бериду? ә) 16-абзацниң ахирида кәлтүрүлгән айәтләр Амос китавини яхширақ чүшинишкә қандақ ярдәм бериду? (« Муқәддәс китап қәһриманлирини яхширақ биливелиң» намлиқ рамкиға қараң.)

14 Мәсилән, келәрки учришишта Һошиядин Малакиғичә қисқа китапларниң бири оқулиду дәйли. Бирақ сиз бу китапларни анчә яхши билмәйсиз. Авал шу пәйғәмбәрниң сөзлиригә болған қизиқишиңизни күчәйтиң. Буни қандақ қилсиңиз болиду?

15 Биринчидин, өзүңиздин мундақ дәп сораң: «Бу китапниң язғучиси тоғрилиқ мән немә билимән? У ким, қәйәрдә яшиған вә немә иш қилған?» Язғучиниң келип чиқишидин униң немә үчүн бәзи сөз-ибарә яки мисалларни таллап ишләткәнлигини чүшинишкә болиду. Муқәддәс китапни оқуғанда язғучиниң қандақ адәм болғанлиғини көрситидиған сөз-ибариләрни байқашқа тиришиң.

16 Иккинчидин, китапниң йезилған вақтини биливелиң. Буни Муқәддәс китапниң «Йеңи дуния тәрҗимисиниң» ахиридики «Муқәддәс китап китаплириниң тизими» намлиқ җәдвәлдин тапалайсиз *. Шуниң билән А қошумчиси, 3-бөлүмдики пәйғәмбәрләр вә падишаларниң тизимини көрүп чиқсиңиз болиду. Сиз пәйғәмбәрлик сөзләр хатирилигән китапни оқуватқанлиқтин, бу китап йезилған вақитта хәлиқниң турмуши қандақ болғанлиғини биливалсиңиз яхши болиду. Пәйғәмбәр хәлиқниң қандақ ишлирини ашкарилаш үчүн әвәтилгән? Кимләр униң замандашлири болған? Шу вақиттики әһвални толуқ чүшиниш үчүн Муқәддәс китаптики башқа китапларни оқалайсиз. Мәсилән, Амос пәйғәмбәр яшиған замандики әһвални яхширақ чүшиниш үчүн Амос 1:1дә кәлтүрүлгән бағлинишлиқ айәтләр *, Падишалар 2-язма вә Тарихнамә 2-язмидики үзүндиләр билән биргә оқуң. Һошия китавини қарап чиқишму пайдилиқ болар, чүнки бу пәйғәмбәр еһтимал Амосниң замандиши болған. Бу қошумчә мәлуматларниң һәммиси Амосниң вақтида немә болғанлиғини чүшинишкә ярдәм бериду (Пад. 2-яз. 14:25—28; Тар. 2-яз. 26:1—15; Һош. 1:1—11; Амос 1:1).

ТӘПСИЛАТЛАРҒА ДИҚҚӘТ ҚИЛИҢ

17, 18. Бирдин байқалмайдиған тәпсилатларға диққәт бөлүш издинишни қандақ техиму қизиқарлиқ қилиши мүмкин? Абзацтики мисални яки өз мисалиңизни кәлтүрүң.

17 Биз Муқәддәс китапни қизиқиш билән вә көпирәк билим елиш үчүн оқушимиз керәк. Мәсилән, сиз Зәкәрия китавиниң 12-бабини оқуватисиз дәйли. Шу йәрдә Мәсиһниң қандақ өлидиғанлиғи тоғрилиқ йезилған (Зәк. 12:10). 12-айәттә «Натан җәмәти», йәни Натанниң аилиси, Мәсиһниң өлүмигә зар жиғлап қайғуридиғанлиғини оқуйсиз. Бу тәпсилатқа көңүл бөлмәй, тез оқуп чиқишниң орниға, тохтап: «Натанниң аилиси билән Мәсиһниң арисида қандақ бағлиниш бар? Бу һәққидә көпирәк мәлуматни қәйәрдин тапалаймән?» дегән соалларни қоюп издинип көрсиңиз болиду. Бағлинишлиқ айәтләрдә Самуилниң 2-язмиси 5:13, 14 кәлтүрүлгән. Шу айәтләрдә Натан Давут падишаниң оғли екәнлигини билимиз. Кәлтүрүлгән йәнә бир айәт, Луқа 3:23, 31дин, Әйсаниң аниси Мәрийәм Натанниң әвладидин чиққанлиғини көрисиз («Күзитиш мунари», 2017-жил, август, 32-б., 4-абз.). Бу қизиқарлиқ әмәсму? Сиз Мәсиһниң Давут падишаниң әвладидин чиқидиғанлиғини билгән едиңиз (Мәт. 22:42). Лекин Давутниң 20дин ошуқ оғли болған. Зәкәрия пәйғәмбәр Натанниң аилиси Әйсаниң өлүмигә зар жиғлап қайғуридиғанлиғини тилға алғанлиғи һәйран қаларлиқ әмәсму?

18 Йәнә бир мисални көрүп чиқайли. Луқа китавиниң биринчи бабида Җәбраил пәриштә туғулидиған оғул тоғрилиқ Мәрийәмгә мундақ ейтқан: «У улуқ болиду вә Әң Улуқ Худаниң Оғли дәп атилиду. Вә Йәһва Рәб униңға атиси Давутниң тәхтини әта қилиду. У Яқупниң өйи үстидин мәңгү һакимдарлиқ қилиду һәм униң Падишалиғиниң чеки болмайду» (Луқа 1:32, 33). Адәттә, биз Җәбраил ейтқан хәвәрниң Әйса «Әң Улуқ Худаниң Оғли дәп атилиду» дегән биринчи қисмиғила диққәт ағдуримиз. Лекин Җәбраил Әйсаниң «һакимдарлиқ қилидиғанлиғиниму» алдин-ала ейтқан. Мәрийәм Җәбраилниң сөзлирини аңлиғанда, қандақ ойда болған? Әйса Һирод падишаниң яки униңдин кейин тәхткә олтиридиған кишиниң орниға падиша болиду дәп ойлиғанму? Әгәр Әйса тәхткә олтарса, Мәрийәм падишаниң аниси сүпитидә иззәт-абройға еришип, падиша сарийида яшалатти. Лекин Мәрийәмниң шундақ ойлиши яки икки шагиртиға охшаш Әйсаниң Падишалиқта мәртивилик орунға егә болушни сориғанлиғи Муқәддәс китапниң һеч йеридә йезилмиған (Мәт. 20:20—23). Бу тәпсилат Мәрийәмниң қанчилик кәмтәр болғанлиғини ениқ көрситиду!

19, 20. Яқуп 1:22—25; 4:8гә асасән тәтқиқ қилғанда, қандақ мәхсәтләрни көзлишимиз керәк?

19 Муқәддәс китап вә униңға асасланған әдәбиятларни тәтқиқ қилишниң асасий мәхсити Йәһва Худаға техиму йеқинлишиш екәнлигини унтумайли. Шундақла биз өзүмизниң қандақ адәм екәнлигимизни ениғирақ көрүп, Худани хурсән қилиш үчүн қайси тәрәптин өзгиришимиз керәклигини көрүшни халаймиз (Яқуп 1:22—25; 4:8ни оқуң). Ундақта, үгинишни башлаштин авал, һәрдайим Йәһвадин муқәддәс роһ сорап, дуа қилишимиз керәк. Үгәнгәнлиримиздин толуқ пайда елишимизға вә биз Униң көз алдида қандақ адәм екәнлигимизни чүшинишимизгә ярдәм беришини өтүнүп сораш муһим.

20 Зәбур китавида Худаниң садиқ хизмәтчиси мундақ тәсвирләнгән: «Униң хурсәнлиги пәқәт Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунидиладур; У Пәрвәрдигарниң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду. ... У немила қилса ронақ тапиду» (Зәб. 1:2, 3). Келиңлар, һәрбиримиз шундақ адәм болушқа интиләйли!

11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли

^ 5-абзац Йәһва Худа бизгә мол роһий озуқ, мәсилән видеоларни вә башқа әдәбиятларни бериду. Бу мақалә немини тәтқиқ қилишқа болидиғанлиғини қарар қилишқа ярдәм бериду. Униңдин башқа издинишни техиму қизиқарлиқ вә үнүмлүк қилиш үчүн әмәлий мәслиһәтләрни тапалайсиз.

^ 16-абзац Шундақла сиз jw.org торбетидики Муқәддәс Язмилардики китаплар билән тонуштуруш видеоларни көрсиңиз болиду (НӘШИРЛӘР > ВИДЕОЛАР > МУҚӘДДӘС КИТАП дегән йәргә қараң.).

^ 16-абзац Бағлинишлиқ айәтләр «Йеңи дуния тәрҗимисиниң» бәт оттурисидики қурда җайлашқан. Бу қурда охшаш айәтләр кәлтүрүлгән. Бу айәтләр «JW Library®» программисида айәттики сөзниң қешидики кичик һәрипләрни басқанда, экранниң оң тәрәпидә чиқиду.

^ 63-абзац СҮРӘТТӘ: Ата-аниси балилириға «Күзитиш мунариға» тәйярлиқ қилишни үгитиватиду.

^ 65-абзац СҮРӘТТӘ: Бурадәр Амос китавини оқуп-үгиниватиду. Арқидики рәсимләрдә униң оқуғанлири тоғрилиқ мулаһизә қилғанда немиләрни көз алдиға кәлтүргәнлиги көрситилгән.