КҮЗИТИШ МУНАРИ (ТӘТҚИҚ НӘШРИ) Май 2020
Бу сан 2020-жилниң 6-июль — 2-август арилиғида тәтқиқ қилинидиған мақалиләрни өз ичигә алиду.
Ахир замандики «шималий падиша»
19-тәтқиқ мақалиси: 6—12 июль, 2020. Даниял пәйғәмбәр язған «җәнубий падиша» вә «шималий падиша» тоғрилиқ пәйғәмбәрлик сөзләр техичә әмәлгә ешиватқанлиғини көрүватимиз. Немә үчүн шундақ дәп ейталаймиз? Немә сәвәптин бу бәшарәтни чүшинишимиз муһим?
Ахир замандики риқабәтчи падишалар
Шималий падиша билән җәнубий падишаға мунасивәтлик пәйғәмбәрлик сөзләр вә улар билән охшаш бир вақитта әмәлгә ашқан башқа пәйғәмбәрлик сөзләр көрситилгән. Бу пәйғәмбәрлик сөзләр дунияниң ахири пат арида келидиғанлиғини қандақ испатлайду?
Бүгүнки күндә «шималий падиша» ким?
20-тәтқиқ мақалиси: 13—19 июль, 2020-жил. Бүгүнки күндә «шималий падиша» ким вә у қандақ йоқ қилиниду? Бу соалларниң җавави етиқадимизни мустәһкәмләйду вә пат арида болидиған синақларға тәйяр болушимизға ярдәм бериду.
Худа бәргән соғиларни қәдирләмсиз?
21-тәтқиқ мақалиси: 20—26 июль, 2020. Бу мақалә бизни, Йәһва вә униң бизгә бәргән үч соғити үчүн техиму миннәтдар болушқа үгитиду. Шундақла, Худаниң мәвҗутлуғиға ишәнмәйдиған адәмләр билән мәнтиқийгә уйғун һалда сөһбәт елип беришқа ярдәм бериду.
Көзгә көрүнмәс соғиларни қәдирләң
22-тәтқиқ мақалиси: 27-июль — 2-август, 2020. Алдинқи мақалидә, Худаниң көзгә көрүнидиған бәзи соғилирини муһакимә қилдуқ. Бу мақалидә, көзгә көрүнмәйдиған соғиларға диққәтни қаритимиз вә уларни қәдирләйдиғанлиғимизни көрситиш усуллирини көрүп чиқимиз. Бу болса, шу соғиларни бәргән Йәһва Худаға болған миннәтдарлиғимизни ашуриду.