22-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Көзгә көрүнмәс соғиларни қәдирләң
«Бизниң нәзәримиз көрүнидиғанға әмәс, бәлки көрүнмәйдиғанға қаритилған, сәвәви көрүнидиған нәрсә вақитлиқ, көрүнмәйдиған нәрсә болса мәңгүлүктур» (КОР. 2-х. 4:18).
22-НАХША Йәһва — мениң Падичимдур
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Әйса асмандики ғәзнә тоғрилиқ немә дегән?
ҒӘЗНИНИҢ һәммисила көзгә көрүнмәйду. Әмәлийәттә, әң қиммәтбаһа ғәзниләрни көз билән көрүш мүмкин әмәс. Әйса тағдики вәз нәсиһитидә асмандики ғәзниниң йәрдики мал-дуниядин нәқәдәр баһалиқ екәнлигини ейтқан. Кейин у: «Ғәзнәң қәйәрдә болса, жүригиңму шу йәрдә болиду»,— дегән (Мәт. 6:19—21). Адәттә биз немини қәдир-қиммәтлик дәп қарисақ, шуниңға еришишкә қәлбимиз бәкирәк интилиду. Худаниң алдида яхши нам-атаққа еришиш арқилиқ биз «ғәзнини асманда топлаватимиз». Әйса ейтқандәк, бу ғәзнини һечким вәйран қилалмайду яки оғрилалмайду.
2. а) Коринтлиқларға 2-хәт 4:17, 18гә асасән, Паул бизни немә қилишқа дәвәт қилған? ә) Бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?
2 Әлчи Паул бизни «көрүнмәйдиған нәрсиләргә» көз тикишкә үндигән (Коринтлиқларға 2-хәт 4:17, 18ни оқуң). Көзгә көрүнмәйдиған бу соғиларға Худа вәдә қилған йеңи дунияда еришидиған бәрикәтләрму кириду. Бу мақалидә биз һазирниң өзидә бизгә пайда әкеливатқан төрт соғини көрүп чиқимиз. Булар: Худа билән болған достлуқ мунасивитимиз, дуа қилиш һәдийәси, муқәддәс роһниң ярдими һәмдә Йәһва Худа, Әйса Мәсиһ вә пәриштәләрниң вәз ишимизни қоллап-қувәтлиши. Буниңдин башқа, биз көзгә көрүнмәйдиған соғилар үчүн миннәтдар екәнлигимизни қандақ көрситәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.
ЙӘҺВА ХУДА БИЛӘН БОЛҒАН ДОСТЛУҚ
3. Көзгә көрүнмәйдиған әң есил ғәзнимиз немә вә бу қандақ мүмкин болған?
3 Көзгә көрүнмәйдиған әң есил ғәзнимиз — Йәһва Худа билән болған достлуғимиз (Зәб. 25:14). Муқәддәс Худаниң гунакар адәмләр билән дост болуши мүмкинму? Һә, Әйсаниң «пүткүл дунияниң гунаси» үчүн бәргән төләм қурбанлиғи түпәйлидин бу мүмкин болған (Йоһ. 1:29). Инсанийәтни қутқузуш ирадисиниң чоқум әмәлгә ашидиғанлиғини Йәһва Худа алдин-ала билгән. Шу сәвәптинму, У һәтта Мәсиһниң өлүмидин бурун яшиған адәмләр биләнму дост болалиған (Рим. 3:25).
4. Мәсиһ йәргә кәлмәстин бурун Худа билән дост болған бәзи адәмләр тоғрилиқ ейтип бериң.
4 Мәсиһ йәргә кәлмәстин бурун Худа билән дост болған бәзи адәмләрниң мисаллирини көрүп өтәйли. Мәсилән, Ибраһимниң етиқади күчлүк болған. У өлүп, 1000 жилдин көпирәк вақит өткәндин кейин, Йәһва Худа уни «достум» дәп атиған (Йәшая 41:8). Демәк, һәтта адәмләр өлгән һаләттиму, Йәһва уларни йәнила йеқин достлири дәп қарайду. Улар Йәһва Худаниң есида техичә тирик (Луқа 20:37, 38). Йәнә бир мисал — Аюп. Асманда пәриштиләр жиғилғанда, Йәһва Худа Аюпқа ишинидиғанлиғини ейтқан. Йәһва уни «әйипсиз һәм адил, Худадин қорқидиған вә яманлиқтин өзини нери тутидиған адәмдур» дәп атиған (Аюп 1:6—8). Худа Даниял тоғрилиқ қандақ пикирдә болған? Даниял бутқа чоқунидиғанларниң зиминида тәхминән 80 жил бойи Худаға садақәтмәнлик билән хизмәт қилған. Пәриштиләр үч қетим яшанған Даниялға, Худа әзиз көргән киши екәнлигини тәкитлигән (Дан. 9:23; 10:11, 19). Йәһва Худаниң Өз йеқин достлирини тирилдүридиған вақтини тақәтсизлик билән күтиватқанлиғи шәк-шүбһисиздур (Аюп 14:15).
5. Йәһва Худа билән йеқин дост болуш үчүн немә қилишимиз керәк?
5 Бүгүнму миллионлиған мукәммәлсиз бәндиләр Йәһва Худа билән йеқин достлуқ мунасивәткә егә. Сәвәви дунияниң булуң-пушқақлиридики көплигән әр вә аяллар, шундақла балилар Худаниң дости болушни халайдиғанлиғини иш-һәрикәтлири билән көрситиватиду. Йәһваниң сири Униңдин әйминидиғанларда (Зәб. 25:14). Улар Әйсаниң төләм қурбанлиғиға ишәнгәнлиги сәвәплик, Худа билән дост болуши имканийитигә егә болған. Биз мошу қурбанлиқ асасида өзүмизни Йәһва Худаға беғишлап, чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән вә аләмдики әң улуқ Шәхс билән йеқин дост болуватқан миллионлиған адәмләрниң қатариға қошулимиз!
6. Худа билән достлуғимизни қәдирләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?
6 Худа билән достлуғимизни қәдирләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз? Худаға йүз жилдин көпирәк садиқлиғини көрсәткән Ибраһим билән Аюптин үлгә елип, бизму мошу дунияда Йәһва Худаға қанчә жил хизмәт қилип келиватқанлиғимизға қаримай, чоқум Униңға давамлиқ садиқ болуп қелишимиз зөрүр. Даниялға охшаш, Йәһва билән достлуғимизни өз һаятимиздинму әзиз көрүшимиз лазим (Дан. 6:7, 10, 16, 22). Йәһва Худаниң ярдими билән биз һәрқандақ синаққа бәрдашлиқ берип, Униң билән болған достлуқ риштимизни мәһкәм сақлалаймиз (Флп. 4:13).
ДУА ҚИЛИШ СОҒИСИ
7. а) Пәнд-нәсиһәтләр 15:8-айәткә асасланғанда, Йәһва Худа дуалиримизға қандақ қарайду? ә) Йәһва Худа дуалиримизға қандақ җавап бериду?
7 Көзгә көрүнмәйдиған йәнә бир ғәзнә — дуа. Җан достлар ой-пикирлирини вә һис-туйғулирини бир-биригә ейтишни яхши көриду. Йәһва Худа билән достлуғимизму дәл шундақ. У Өз Сөзи Муқәддәс китап арқилиқ бизгә сөзләп, ой-пикирлирини вә һис-туйғулирини йәткүзиду. Биз Униңға жүригимизниң чоңқур қатламлиридики ой-пикирлиримиз вә һис-туйғулиримизни дуада ейтип беримиз. Йәһва Худа дуалиримизни тиңшашни яхши көриду (Пәнд-нәсиһәтләр 15:8ни оқуң). Йәһва көйүмчан Достумиз болғачқа, дуалиримизни пәқәт тиңшапла қоймай, уларға җавап бериду. Бәзидә У бәк тез җавап бериду, лекин бәзидә бир мәсилә тоғрилиқ қайта-қайта дуа қилишимиз керәк. Мәйли қандақ болсун, Худа дуайимизға дәл вақтида вә әң яхши усулда җавап беридиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Әлвәттә, Униң җавави биз күткәндин пәриқлиқ болуши мүмкин. Мәсилән, У бизни синақлардин нери қилишиниң орниға, уларға бәрдашлиқ бериш үчүн даналиқ вә күч-қувәт берәләйду (Кор. 1-х. 10:13).
8. Дуа қилишни қәдирләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?
8 Бу бебаһа соға үчүн миннәтдарлиғимизни қандақ билдүрәләймиз? Буниң бир усули — Худаниң «Үзлүксиз дуа қилиңлар» дегән нәсиһитигә қулақ селиш (Сал. 1-х. 5:17). Йәһва Худа бизни дуа қилишқа мәҗбурлимайду. Әксинчә, таллаш әркинлигимизни һөрмәтләп, бизни һәрқачан дуа ейтишқа үндәйду (Рим. 12:12). Дәмәк, дуа қилиш һәдийәси үчүн миннәтдарлиғимизни һәр күни пат-пат дуа қилиш арқилиқ көрситәләймиз. Әлвәттә, дуайимизда Йәһва Худаға миннәтдарлиқ билдүрүшни вә Уни мәдһийиләп, шан-шәрәп кәлтүрүшниму унтумаслиғимиз керәк (Зәб. 145:2, 3).
9. Бир бурадәр дуа тоғрилиқ немә дегән вә сиз дуаға қандақ қарайсиз?
9 Йәһва Худаға көпирәк хизмәт қилғансири вә Униң дуалиримизға қандақ җавап бериватқанлиғини көргәнсири, дуа үчүн миннәтдарлиғимиз техиму ашиду. 47 жил толуқ вақитлиқ хизмәт қилған Крис мундақ дәйду: «Йәһва билән параңлишиш үчүн таң сәһәрдә турушни яхши көрүмән. Қуяш нури чиқип, өп-чөрә интайин гөзәл бир түскә киргәндә, Униң билән муңдишиш һәқиқәтән көңлини көтириду! Бу мени барчә соғилири үчүн, шуниң ичидә дуа қилиш имтиязи үчүн рәхмитини ейтимән. Һәр күнниң ахирлашқанда дуа қилғандин кейин болса, пак виждан билән ухлалаймән».
МУҚӘДДӘС РОҺНИҢ ЯРДИМИ
10. Биз немә үчүн Худаниң муқәддәс роһини қәдирлишимиз керәк?
10 Худаниң муқәддәс роһи — биз чоқум қәдирлишимиз зөрүр йәнә бир көзгә көрүнмәйдиған ғәзнә. Әйса бизни муқәддәс роһни сорап дуа қилишқа үндигән (Луқа 11:9, 13). Йәһва Худа муқәддәс роһи арқилиқ бизгә күч-қувәт, һәтта «адәттики күчтин ешип чүшүдиған күч» бериду (Кор. 2-х. 4:7; Әлч. 1:8). Худа роһиниң ярдими билән биз һәрқандақ синаққа сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ берәләймиз.
11. Муқәддәс роһ бизгә қандақ ярдәм бериду?
11 Муқәддәс роһ Худа Өз хизмәтчилиригә тапшурған вәзипиләрни орунлашқа ярдәм бериду. Худаниң роһи қабилийәтлиримиз вә талантлиримизни ашуралайду. Биз хизмәттики утуқларға өз күчимиз биләнла әмәс, муқәддәс роһниң ярдими билән йетидиғанлиғимизни чүшинимиз.
12. Зәбур 139:23, 24-айәтләргә асасән, муқәддәс роһниң немә қилишимизға ярдәм беришини сорап дуа қилишимиз керәк?
12 Худаниң муқәддәс роһини қәдирләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз? Буниң бир усули — муқәддәс роһниң бизгә яман ой-пикирлиримиз вә һәвәслиримизни ениқлашқа ярдәм беришини сорап дуа қилиш (Зәбур 139:23, 24ни оқуң). Шундақ қилсақ, Йәһва Худа роһи арқилиқ бизгә яман ойлиримиз вә арзу-һәвәслиримизни көрүшкә ярдәм берәләйду. Уларни ениқ көргәндин кейин, биз Худаға дуа қилип, муқәддәс роһ арқилиқ шу ой-хияллар билән һәвәслиримизгә қарши турушқа ярдәм беришини соришимиз лазим. Шу чағда Йәһва бизгә Өз муқәддәс роһи арқилиқ ярдәм беришини тохтатмаслиғи үчүн қолумиздин кәлгәнниң һәммисини қилмақчи екәнлигимизни көрситимиз (Әф 4:30).
13. Муқәддәс роһ үчүн қандақларчә техиму миннәтдар болалаймиз?
13 Муқәддәс роһниң бүгүнки күндә немә қиливатқанлиғи тоғрилиқ мулаһизә қилсақ, униң үчүн техиму миннәтдар болимиз. Әйса асманға көтирилиштин авал шагиртлириға: «Үстүңларға муқәддәс роһ чүшкәндә, силәр... йәр-зиминниң чәтлиригичә маңа гувачилар болисиләр»,— дәп ейтқан (Әлч. 1:8). Бу сөзләр бүгүнки күндә әҗайип түрдә әмәлгә ешиватиду. Муқәддәс роһниң ярдими билән дунияниң җай-җайлиридики 8,6 миллиондин көпирәк киши Йәһва Худаға ибадәт қиливатиду. Буниңдин башқа, Худа роһиниң ярдими билән биз роһий җәннәттә яшаватимиз, чүнки муқәддәс роһ меһир-муһәббәт, хошаллиқ, течлиқ, сәвир-тақәт, меһрибанлиқ, һиммәтлик [яхшилиқ], етиқат [ишәнч], мулайимлиқ, өзини тутуштәк хисләтләрни йетилдүрүшимизгә ярдәм бериду. Бу — «муқәддәс роһниң мевиси» (Гал. 5:22, 23). Дәрһәқиқәт, муқәддәс роһ — қиммәтбаһа соға!
ЙӘҺВА, ӘЙСА ВӘ ПӘРИШТИЛӘРНИҢ ВӘЗ ИШИМИЗНИ ҚОЛЛИШИ
14. Вәз ишиға қатнашқанда, бизни кимләр қоллайду?
14 Йәнә бир көзгә көрүнмәйдиған ғәзнә — Йәһва Худа вә Униң тәшкилатиниң асмандики қисми билән «биргә әмгәк» қилиш (Кор. 2-х. 6:1). Биз шагирт тәйярлаш ишиға қатнашқанда, улар билән һәмкарлишимиз. Әлчи Паул өзи вә бу ишқа қатнишидиғанлар тоғрилиқ: «Биз — Худаниң хизмәтдашлири»,— дәп ейтқан (Кор. 1-х. 3:9). Вәз қилғанда биз Әйса биләнму хизмәтдаш болимиз. Есиңиздә болса, барлиқ хәлиқләрдин «шагиртларни тәйярлашни» тапшурғандин кейин, Әйса әгәшкүчилиригә: «Мән силәр билән болумән»,— дегән (Мәт. 28:19, 20). Ундақта, пәриштиләрчу? Биз «йәрдә яшаватқан һәр түрлүк... хәлиқләргә» «мәңгү хуш хәвәрни» ейтиватқанда, пәриштиләр бизни йетәкләйдиғанлиғи әҗайип бир бәрикәт! (Вәһ. 14:6)
15. Вәз хизмитимиздә Йәһва Худаниң роли қанчилик муһим екәнлигини көрситидиған мисални кәлтүрүң.
15 Асмандин кәлгән ярдәм арқилиқ биз нәмә ишни орунлаймиз? Падишалиқ хуш хәвәр уруқлирини чачқинимизда, бәзи уруқлар яхши йәргә охшаш жүрәкләргә чүшүп, өсүп мол һосул бериду (Мәт. 13:18, 23). Әшу һәқиқәт уруғини ким өстүрүп, мол-һосуллуқ қилиду? Әйса ейтқандәк, Атиси адәмни униңға «җәлип қилмиса», у Әйсаниң шагирти болалмайду (Йоһ. 6:44). Муқәддәс китапта буни испатлайдиған яхши бир мисал бар. Паул Филипи шәһириниң сиртидики бир топ аялларға вәз қилғанда немә иш йүз бәргәнлигини ядимизға чүширәйли. Муқәддәс китапта шу аялларниң бири Лидия тоғрилиқ мундақ йезилған: «Паул ейтқан нәрсиләрни қобул қилиши үчүн, Йәһва униң жүригини ачти» (Әлч. 16:13—15). Йәһва Худа худди әшу Лидияға охшаш миллионлиған адәмләрни өзигә җәлип қилған.
16. Вәз хизмитидә қол йәткүзгән утуқлиримиз үчүн ким махташқа сазавәр?
16 Вәз хизмитидә қол йәткүзгән утуқлиримиз үчүн ким махташқа сазавәр? Паул бу соалға Коринттики җамаәткә язған хетидә мундақ җавап бәргән: «Мән теридим, Аполлос суғарди, амма өстүргүчи болса Худадур. Шуңа, териғучи һәм, суғарғучи һәм әмәс, пәқәт өстүргүчи Худа Өзи қалтистур» (Кор. 1-х. 3:6, 7, ЙД). Ундақта, Паулдин үлгә елип, хизмәттики һәрқандақ утуқлиримиз үчүн шан-шәрәпни Йәһва Худаға берәйли.
17. Худа, Мәсиһ вә пәриштиләр билән бирликтә хизмәт қилиш имканийитини қәдирләйдиғанлиғимизни қандақ көрситимиз?
17 Худа, Мәсиһ вә пәриштиләр бирликтә хизмәт қилиш имканийитини қәдирләйдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз? Қизғинлиқ билән хуш хәвәрни башқиларға ейтиш пурситини издәш арқилиқ. Буни қилишниң йоллири көп. Мәсилән, «өйму өй вә әл алдида» вәз ейтиш (Әлч. 20:20). Шундақла нурғун қериндашлар нарәсмий гувалиқ беришни яхши көриду. Улар адәмни учратқанда, достанә муамилә билән иллиқ саламлишип, сөһбәт башлашқа тиришиду. Әгәр адәм сөзлишишни халиса, улар пәм-парасәт билән сөһбәт темисини Падишалиқ хәвиригә йөткәйду.
18, 19. а) Һәқиқәт уруғини қандақ суғуримиз? ә) Йәһва Худа Муқәддәс китапни үгәнгән бир кишигә қандақ ярдәм бәргән?
18 Худаниң хизмәтдашлири болғачқа, биз пәқәт һәқиқәт уруғини терипла қоймай, йәнә уни суғуришимиз керәк. Әгәр адәм хуш хәвәргә қизиқиш көрсәтсә, униң билән тәтқиқ үгинишини башлаш үчүн қайта йолуқушқа яки униңға башқа бирсиниң беришини орунлаштуруш үчүн күч салимиз. Йәһва Худа шу адәмниң ой-пикрини вә һаят тәрзини өзгәртишкә ярдәм бериватқанлиғини көргәндә, қәлбимиз шат-хорамлиққа толиду.
19 Җәнубий Африкида яшайдиған вә бурун дахан болған Рафалалани исимлиқ бир қериндашниң мисалини көрүп чиқайли. У Муқәддәс китаптин алған билимни бәк яхши көргән. Амма Муқәддәс китапта әрвалар билән алақә қилиш тоғрилиқ немә йезилғанлиғини билгәндә, униң үчүн буни қобул қилиш қийин болған (Қ. шәр. 18:10—12). Бирақ у аста-аста ой-пикрини Худаниң өзгәртишигә йол қоюп, вақит өтүп җан бақидиған ялғуз бир усули даханлиқни ташлиған. Һазир 60 яшқа киргән у мундақ дәйду: «Йәһва гувачилириниң маңа һәрхил усуллар билән ярдәм бериватқанлиғиға бәк миннәтдармән. Улар иш тепишимғиму ярдәм бәргән. Әң муһими, һаятимни өзгәртишкә ярдәм бәргән Йәһва Худаға миң мәртивә шүкри. Һазир мән чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән, вәз ейтқучи сүпитидә вәз ишиға қатнишимән».
20. Сиз немә қилишқа бәл бағлидиңиз?
20 Бу мақалидә көзгә көрүнмәйдиған төрт ғәзнини көрүп чиқтуқ. Уларниң әң муһими — Йәһва Худа билән болған достлуқ мунасивитимиз. Йәһва билән дост болсақ, көзгә көрүнмәйдиған башқиму ғәзниләрниң пайдисини көрәләймиз. Мәсилән, Униңға дуа қилалаймиз, муқәддәс роһниң ярдимигә еришәләймиз вә Йәһва Худа, Әйса Мәсиһ вә пәриштиләрниң қоллап-қувәтлишигә егә болалаймиз. Ундақта, келиңлар, көзгә көрүнмәйдиған бу ғәзниләр үчүн техиму миннәтдарлиқ билдүрәйли. Йәнә шуниң билән биргә көйүмчан Достумиз Йәһва Худаға рәхмәт ейтишни һәргизму тохтатмайли!
19-НАХША Худа вәдә қилған җәннәт
a Алдинқи мақалидә, Худаниң көзгә көрүнидиған бәзи соғилирини муһакимә қилдуқ. Бу мақалидә болса, көзгә көрүнмәйдиған соғиларға диққәт қаритимиз вә уларни қәдирләйдиғанлиғимизни көрситиш усуллирини көрүп чиқимиз. Шуниңдәк, бу қиммәтлик соғиларни бәргән Йәһва Худаға болған миннәтдарлиғимизни ашуримиз.
b СҮРӘТТӘ: 1) Қериндаш мәвҗудатларға қарап зоқлинип, Йәһва Худа билән болған достлуғи һәққидә ойлиниватиду.
c СҮРӘТТӘ: 2) У гувалиқ бериш үчүн Йәһва Худадин күч сораватиду.
d СҮРӘТТӘ: 3) Муқәддәс роһ қериндашқа җасәрәтлик болуп, нарәсмий гувалиқ беришкә ярдәм бериватиду.
e СҮРӘТТӘ: 4) Қериндаш өзи нарәсмий гувалиқ бәргән аял билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қиливатиду. У пәриштиләрниң ярдими билән вәз қилиш вә шагирт тәйярлаш ишини давамлаштуриду.