Тәрбийәни қобул қилип, дана болуң
«Мәслиһәткә қулақ селип, нәсиһәтни қобул қил, кәлгүсидә дана болисән» (ПӘНД-НӘСИҺӘТЛӘР 19:20).
НАХШИЛАР: 34, 6
1. Даналиққа қандақ еришәләймиз вә бу бизгә қандақ ярдәм бериду?
ЙӘҺВА — даналиқниң Мәнбәси вә уни һәммисигә мәртлик билән бериду. Яқуп 1:5тә мундақ ейтилған: «Әгәр араңларда бирсигә даналиқ йетишмисә, Худадин сорисун, У һәммисигә сехийлиқ билән һәм дақақ қилмай бериду». Даналиққа еришишниң бир йоли — Худаниң түзитишини қобул қилиш. Бу бизни яман ишлардин сақлайду вә Худа билән йеқин мунасивәттә болуп қелишимизға ярдәм бериду (Пәнд-нәсиһәтләр 2:10—12). Буниңдин ташқири, мәңгү һаятқа дегән әҗайип үмүтимиз болиду (Йәһуда 21).
2. Худаниң түзитишини яхши көрүшкә қандақ үгинәләймиз?
2 Мукәммәлсизлигимиз яки көргән тәрбийимиз түпәйлидин бәзидә түзитишни қобул қилиш яки униңға тоғра көзқарашта болуш қийин болиду. Лекин биз Худаниң түзитишиниң пайдисини көргәндә, Униң бизни қанчилик яхши көридиғанлиғини чүшинимиз. Пәнд-нәсиһәтләр 3:11, 12дә: «Әй оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә бепәрвалиқ қилма,... Пәрвәрдигар кимни сөйгән болса, униңға тәнбиһ бериду»,— дәп йезилған. Йәһваниң бизгә әң яхшисини тиләйдиғанлиғиға ишәнчимиз камил (Ибранийларға 12:5—11ни оқуң). Йәһва бизни яхши билгәнликтин, Униң тәрбийиси яки түзитиши һәрдайим орунлуқ вә һаҗәтлик дәриҗидә берилиду. Бу мақалидә түзитишниң төрт саһасини қараштуримиз: 1) өз-өзүмизни түзитиш, 2) ата-аниларниң түзитиши, 3) җамаәттә алидиған түзитиш вә 4) түзитиштинму еғир тегидиған нәрсә.
ӨЗ-ӨЗҮМИЗНИ ТҮЗИТИШ ДАНАЛИҚҚА ЯТИДУ
3. Балилар өз-өзини түзитишкә қандақ үгиниду? Мисал кәлтүрүң.
3 Өз-өзүмизни түзитиш жүрүш-турушимиз билән ойлиримизни башқурушни билдүриду. Биз өз-өзүмизни тәрбийиләш қабилийити билән туғулмидуқ, амма униңға үгинишимиз керәк. Мәсилән, кичик бала велосипедни һайдашни үгиниватқанда, дадиси яки аписи жиқилмаслиғи үчүн, адәттә уни тутуп маңиду. Лекин вақит өткәнсири балиси велосипедта тәңпуңлуқни сақлашни үгәнгәндә, ата-аниси уни азирақ вақитқа қоюп бериду. Ата-аниси балиниң велосипедни өзи һайдаватқанлиғиға көз йәткүзгәндә, уни пүтүнләй қоюп бериду. Шуниңға охшаш, ата-анилири балилирини сәвир-тақәт билән «Йәһва буйриғандәк тәрбийилигәндә», уларниң өз-өзини түзитишигә вә даналиқни риваҗландурушиға ярдәм бериду (Әфәсликләргә 6:4).
4, 5. а) Немишкә өз-өзини түзитиш «йеңи шәхсниң» муһим қисми? ә) Хаталиқни өткүзсәкму, немишкә биз чүшкүнлүккә берилмәслигимиз керәк?
4 Һәқиқәтни йеши чоң болғанда билип-тонушни башлиған адәмләр биләнму әһвал охшаш. Қандақту бир дәриҗидә өзлирини тәрбийилигән болсиму, улар техи йетилгән мәсиһийләр әмәс. Лекин «йеңи шәхскә» еришишкә башлиғанда вә Мәсиһкә тәқлит қилишқа тиришқанда, улар роһий җәһәттин йетилиду (Әфәсликләргә 4:23, 24). Өз-өзүмизни түзитиш бизгә «рәзилликни вә бу дунияниң һәвәслирини рәт қилип, бу дуния қурулумида Худаға болған сағлам пикирликни, һәққанийлиқни һәм вападарлиқни сақлап яшашни үгинишкә» ярдәм бериду (Титқа 2:12).
5 Шундақ болсиму, һәммимиз гунакар (Вәз 7:20). Әгәр хаталиқ өткүзсәк, биз өз-өзүмизни йетәрлик дәриҗидә түзәтмәйдиғанлиғимизни яки һәргиз түзәтмәйдиғанлиғимизни билдүрәмду? Яқ, ундақ әмәс. Пәнд-нәсиһәтләр 24:16дә: «Һәққаний йәттә қетим жиқилип чүшәр, бирақ ахири йәнә орнидин турар»,— дәп йезилған. Бизгә орнумиздин турушқа немә ярдәм бериду? Өз күчимиз әмәс, Худаниң роһи (Филипиликләргә 4:13ни оқуң). Муқәддәс роһниң мевисигә өзини тутуш пәзилити кириду. Бу хисләт өз-өзини түзитишкә бәк охшайду.
6. Худа Сөзини яхширақ тәтқиқ қилишни қандақ үгәнсәк болиду? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
6 Дуа қилиш, Муқәддәс китапни үгиниш вә мулаһизә қилиш өз-өзүмизни түзитишни үгинишимизгә ярдәм бериду. Лекин сизгә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш тәс болса яки үгинишни яқтурмисиңизчу? Чүшкүнлүккә берилмәң. Әгәр өзүңиз йол бәрсиңиз, Йәһва сизгә Сөзигә тәшна болушқа ярдәм бериду (Петрусниң 1-хети 2:2). Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишқа вақитни чиқириш үчүн, Йәһвадин өз-өзүңизни тәртипкә селишни сораң. Сиз тәтқиқ қилишқа бирнәччә минут бөлүштин башлисиңиз болиду. Аста-аста бу оңайирақ һәм қизиқ болиду. Тинч йәрдә олтирип, Йәһваниң әҗайип ой-пикирлири һәққидә мулаһизә қилиш сизгә шатлиқ әкелидиған болиду (Тимотийға 1-хәт 4:15).
7. Өз-өзини түзитиш қандақларчә Йәһваға болған хизмәткә тегишлик мәхсәтләргә йетишкә ярдәм бериду?
7 Өз-өзини түзитиш Йәһваға болған хизмәткә тегишлик мәхсәтләргә йетишкә ярдәм бериду. Мәсилән, бир бурадиримиз қизғинлиқни йоқатқанлиғини чүшәнгәндә, пешқәдәм болуш мәхситини қойди. Өз-өзини түзәткәнлиги униңға қандақ ярдәм бәрди? Журналлиримиздики пешқәдәм болуш һәққидә мақалиләрни оқуп, бу тоғрисида дуа қилди. Шу сәвәптин униң Йәһва билән мунасивити техиму күчәйди. Йәнә, мүмкинчилиги болғанда ярдәмчи пешқәдәм болуп хизмәт қилған. У һечнеминиң өзигә тосалғу болушиға йол қоймай, мәхситигә көз тиклигән. Бираз вақит өтүп, у пешқәдәм сүпитидә хизмәт қилишни башлиди.
БАЛИЛИРИҢИЗНИ ЙӘҺВА ЕЙТҚАНДӘК ТҮЗИТИҢ
8—10. Ата-аниларға балилирини Йәһваниң хизмәтчиси қилип тәрбийиләшкә немә ярдәм бериду? Мисал кәлтүрүң.
8 Ата-аниға: «Балилириңларни... Йәһва буйриғандәк тәрбийиләңлар һәм нәсиһәт бериңлар»,— дегән буйруқ берилгән (Әфәсликләргә 6:4). Амма бүгүнки дунияда бу буйруқни орунлаш бәк қийин (Тимотийға 2-хәт 3:1—5). Бала туғулғанда неминиң яхши, неминиң яман екәнлигини билмәйду. Уларниң виждани болғини билән, уни тәрбийилиши керәк (Римлиқларға 2:14, 15). Муқәддәс китапни тәтқиқ қилидиған бир алимниң ейтишичә, «тәрбийиләш» яки «түзитиш» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи «балини өстүрүш», йәни балини җавапкар адәм болуп чоң қилишни билдүриду.
9 Ата-ана балисини меһир-муһәббәт билән түзәтсә, бала өзини бехәтәр һис қилиду. Улар әркинликниң чәклик екәнлигини вә адәм өз ишлири үчүн җавапқа тартилидиғанлиғини чүшиниду. Шуңа мәсиһий ата-аниға балини чоң қилиш үчүн, Йәһваниң даналиғиға тайиниш наһайити муһим. Туридиған җайимизға қарап, балини тәрбийиләшкә тегишлик пикирләр һәр түрлүк болуп, өзгирип туриду. Лекин ата-анилар Худадин әйминидиған болса, балисини қандақ тәрбийиләшни билиду вә инсаний ой-пикирләргә яки тәҗрибигә таянмайду.
10 Нуһниң үлгисини қараштурайли. Йәһва униңға кемини ясашни буйриғанда, Нуһ уни қандақ ясашни билмигән. Нуһ Йәһваға тайинип, У қандақ ейтқан болса, «нәқ шундақ қилди» (Яритилиш 6:22). Нәтиҗиси немә болди? Кемә түпәйлидин Нуһ вә униң аилиси аман қалди. Буниңдин ташқири, Нуһ Худаниң даналиғиға таянғанлиқтин, яхши ата болди. Топан сүйиниң алдидики зулум заманда бала тәрбийиләш қийин болсиму, Нуһ балилирини яхши тәрбийиләп, уларға яхши үлгә көрсәткән (Яритилиш 6:5).
11. Немишкә балини тәрбийилигәндә ата-ана һәммә күчини чиқириши керәк?
11 Сиз ата-ана болсиңиз, «нәқ шундақ» қилиш үчүн немә қилалайсиз? Йәһваға қулақ селиң. Балилириңизни тәрбийиләштә Худаниң ярдимигә тайиниң. Худа Сөзидин вә Униң тәшкилатидин алидиған мәслиһәтләрни қоллиниң. Вақит өткәнсири балилириңиз шуниңға миннәтдар болиду. Бир бурадәр: «Ата-анам мени һәқиқәттә чоң қилғанлиғи үчүн чәксиз миннәтдармән. Улар қәлбимгә тәсир қилиш үчүн, қолидин кәлгининиң һәммисини қилди»,— дәп ейтқан. Униң ейтишичә, Йәһва билән йеқин мунасивәттә болушиға ата-аниси ярдәм бәрди. Бирақ ата-аниси қанчә тәрбийә бәрсиму, балилар Йәһвадин бәрибир үз өрүши мүмкин. Лекин балини һәқиқий йолға селиш үчүн һәммә күчини салған ата-ана пак вижданға егә болуп, балисиниң Йәһваға қайтип келишигә үмүтини үзмәйду.
12, 13. а) Балиси җамаәттин чиқирилса, ата-ана Худаға болған бойсунушни қандақ көрситиду? ә) Бир ата-аниниң Худаға бойсунғанлиғи уларниң аилисигә қандақ пайда әкәлди?
12 Балиси җамаәттин чиқирилған бәзи ата-анилар үчүн Йәһваға қулақ селиш бәк еғир синақ болиду. Җамаәттин чиқирилип, өйдин кәткән бир қизниң аниси: «Қизим вә нәврәм билән арилишишниң қандақту бир амалини тепиш үчүн әдәбиятлиримиздин баһанә издидим»,— дәп ейтқан. Лекин униң йолдиши қизи Йәһваниң қолида екәнлигини меһрибанлиқ билән чүшәндүрүп, Йәһваниң қизини түзитишигә арилашмай, Униңға садиқ болуп қелиши керәклигини ейтти.
13 Кейинирәк уларниң қизи җамаәткә қайтип кәлди. Аниси мундақ дәйду: «Һазир қизим маңа һәр күни учур әвәтип яки телефон арқилиқ хәвәрлишип туриду! Биз Йәһваға бойсунғанлиқтин, у бизни чоңқур һөрмәтләйду. Мунасивитимиз болса бәк йеқин». Әгәр оғлуңиз яки қизиңиз җамаәттин чиқирилған болса, «Пәрвәрдигарға чин қәлбиңиз» билән тайинамсиз? Йәһваға «өз әқлиңизгә» таянмайдиғанлиғиңизни көрситәмсиз? (Пәнд-нәсиһәтләр 3:5, 6) Йәһваниң тәрбийиси Униң чәксиз даналиғини һәм бизни қанчилик сөйидиғанлиғини көрситидиғанлиғини әстә тутуң. У Өз оғлини һәммә адәмзат үчүн, сизниң балиңиз үчүнму, қурбан қилғанлиғини унтумаң! Худа һәммә адәмниң мәңгү һаят кәчүрүшини халайду (Петрусниң 2-хети 3:9ни оқуң). Шуңа, ата-анилар, Йәһваниң түзитиши һәм рәһбәрлиги еғир кәлсиму, тоғра екәнлигигә давамлиқ ишиниң. Худаниң тәрбийисигә қарши чиқмай, әксичә, уни қобул қилиң.
ҖАМАӘТТӘ БЕРИЛГӘН ТҮЗИТИШ
14. Йәһва «садиқ башқурғучи» арқилиқ бериватқан рәһбәрликниң қандақ пайдисини көрүмиз?
14 Йәһва мәсиһий җамаәткә ғәмхорлуқ қилишни, қоғдашни вә тәлим беришни вәдә қилған. У буни һәр түрлүк йоллар билән қилиду. Мәсилән, Йәһва җамаәткә ғәмхорлуқ қилишни Оғлиға тапшурған. Әйса болса, бизгә садиқлиқни сақлашқа ярдәм беридиған роһий тамақни тәминләш үчүн, «садиқ башқурғучини» тайинлиди (Луқа 12:42). Бу «башқурғучи» бизгә баһалиқ рәһбәрликни яки тәрбийәни бериду. Бәлким, қандақту бир нутуқ яки журналлиримиздики бир мақалә иш-һәрикитиңизни яки ой-пикриңизни өзгәртишкә ярдәм бәргәнлиги есиңизда болғанду. Бу өзгиришләрни қилғиниңиз хошаллиқ әкәлди, чүнки сиз Йәһваниң өзүңизни түзитишигә йол қоюватисиз (Пәнд-нәсиһәтләр 2:1—5).
15, 16. а) Ақсақалларниң хизмитидин пайдисини көрүш үчүн немә қилалаймиз? ә) Ақсақаллар өз хизмитидин хурсән болуши үчүн өз тәрипимиздин немә қилалаймиз?
15 Әйса җамаәткә меһир-муһәббәт билән ғәмхорлуқ қилиш үчүн ақсақалларни бәргән. Муқәддәс китапта улар «һәдийәләр сүпитидә» берилгән инсанлар дәп аталған (Әфәсликләргә 4:8, 11—13). Ақсақалларниң хизмитидин қандақ пайда көрәләймиз? Биз уларниң етиқадиға вә яхши үлгисигә тәқлит қилип, Муқәддәс китаптин бәргән нәсиһәтлиригә қулақ салсақ болиду (Ибранийларға 13:7, 17ни оқуң). Ақсақаллар бизни яхши көрүп, Худаға йеқинлишишимизни халайду. Улар җамаәт учришишлириға кәлмәйватқанлиғимизни яки қизғинлиқни йоқатқанлиғимизни байқиса, бизгә дәрру ярдәм беришкә тәйяр. Ақсақаллар бизни диққәт билән тиңшайду, кейин меһир-муһәббәт билән илһамландуруп, Муқәддәс китаптин дана нәсиһәт бериду. Уларниң ярдими Йәһваниң сизгә болған меһир-муһәббитиниң испати дәп һесапламсиз?
16 Ақсақаллар үчүн бизгә нәсиһәт бериш қийин болуши мүмкин екәнлигини унтумайли. Еғир гунасини йошурмақчи болған Давут падиша билән сөзлишиши керәк болғанда, Натан пәйғәмбәр өзини қандақ һис қилған? (Самуилниң 2-язмиси 12:1—14). 12 әлчиниң бири болған Петрус йәһудий мәсиһийләрни чәт хәлиқләрдин чиққан мәсиһийләрдин үстүн көргини үчүн нәсиһәт бериш Паул үчүн оңай болдиму? Буни қилиш үчүн Паулға җасурлуқ керәк еди (Галатилиқларға 2:11—14). Ундақта, ақсақалларға сизгә нәсиһәт бериш оңайирақ болуши үчүн немә қилалайсиз? Кәмтәр, миннәтдар вә тиңшашқа тәйяр болуң. Уларниң ярдимини Худаниң меһир-муһәббитиниң ипадиси дәп қараштуруң. Шу чағда, сизму пайдисини көрисиз, ақсақалларму өз хизмитини хурсәнлик билән қилиду.
17. Ақсақаллар бир қериндишимизға қандақ ярдәм бәрди?
17 Бир қериндишимизниң ейтишичә, өтмүштә бешидин өткүзгән вақиәләр түпәйлидин униңға Йәһвани яхши көрүшкә қийин болған вә җени қаттиқ азапланған. У мундақ дәйду: «Ақсақаллар билән сөзлишишим керәклигини чүшәндим. Улар мени әйиплимиди яки тәңқит қилмиди, әксичә, илһамландуруп, мустәһкәмлиди. Ақсақалларниң ишлири қанчилик көп болсиму, һәрбир учришиштин кейин уларниң бирси келип, әһвалимни соратти. Өтмүштә болған вақиәләр кесиридин өзүмни Худаниң меһир-муһәббитигә налайиқ сәздим. Амма Йәһва ақсақаллар вә җамаәт арқилиқ мени Өз меһир-муһәббитигә қайта-қайта ишәндүрди. Йәһва, Сени һечқачан қалдурмайчу дәп ялвуримән».
ТҮЗИТИШТИНМУ ЕҒИР ТЕГИДИҒАН НӘРСӘ
18, 19. Түзитиштинму еғир тегидиған нәрсә немә? Мисал кәлтүрүң.
18 Түзитиш еғир тегиши мүмкин, лекин Худаниң түзитишини рәт қилишниң ақивети техиму еғир болиду (Ибранийларға 12:11). Биз Қабил вә Зәдәкия падишаниң вақиәлиридин савақ алалаймиз. Худа Қабилниң инисиға болған өчмәнлигини вә уни өлтүрмәкчи болғанлиғини көргәндә, уни: «Немишкә сән аччиқлинисән һәм немишкә чирайиң бузулди? Әгәр яхшилиқ қилсаң, яқтурмай қалимәнму? Әгәр яхшилиқ қилмисаң, гуна ишик алдида пайлап туриду вә у саңа егә болмақчи, лекин сән униң үстидин һөкүмранлиқ қиламсән?»— дәп агаһландурди (Яритилиш 4:6, 7). Қабил Йәһваниң түзитишини рәт қилип, қериндишини өлтүрди, кейин буниң аччиқ ақиветини һаятиниң ахириғичә көрди (Яритилиш 4:11, 12). Худаға қулақ салғанда, Қабил шунчилик көп азап көрмәтти.
19 Зәдәкия аҗиз вә рәзил падиша болған. У һөкүмранлиқ қилғанда Йерусалимниң әһвали бәк начар еди. Йәрәмия пәйғәмбәр униңға жүрүш-турушини өзгәртиш керәклигини қайта-қайта әскәртти. Амма у Йәһвадин кәлгән түзитишни қобул қилмиди (Йәрәмия 52:8—11). Дәрһәқиқәт, Йәһва бизниң бекардин бекар азап чәккәнлигимизни халимайду! (Йәшая 48:17, 18ни оқуң).
20. Худаниң түзитишини қобул қилидиғанлар билән немә болиду?
20 Бүгүнки күндә мошу дуниядики көп адәм Худаниң түзитишини заңлиқ қилип, униңға бепәрва қарайду. Лекин пат арида Худаниң түзитишини рәт қилғанларниң һәммиси буниң аччиқ ақиветини көриду (Пәнд-нәсиһәтләр 1:24—31). Шуңа түзитишни қобул қилип, дана болайли. Пәнд-нәсиһәтләр 4:13тә йезилғандәк, тәрбийини чиң тутуп, қолумиздин кәткүзмәйли, уни убдан аманәт қилайли, чүнки у — бизниң һаятимиздур!