Чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүш — мәсиһийләр үчүн тәләп
«Һазирму суға чөмдүрүш... силәрни... қутқузиду» (ПЕТРУСНИҢ 1-ХЕТИ 3:21).
НАХШИЛАР: 7, 6
1, 2. а) Балилири чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшни халиғанда, бәзи ата-анилар өзини қандақ һис қилиду? ә) Немишкә чөмдүрүлмәкчи болғанлардин өзүңизни Йәһваға беғишлидиңизму дәп сорайду? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
МАРИЯ исимлиқ қизниң ата-аниси униң чөмдүрүлүш мәрасимидин өтмәкчи болуватқанлар билән биллә орнидин турғанлиғини көрди. Натиқ икки соални қойди. Мария үнлүк авазда ениқ җавап бәрди. Буниңдин кейин у чөмдүрүлүш мәрасимидин өтти.
2 Ата-аниси һаятини Йәһваға беғишлап, чөмдүрүлүштин өткән қизи Мариядин бәк пәхирләнди. Амма буниңдин бурун аписи азирақ әнсиригән еди. У: «Қизим чөмдүрүлүштин өтүш үчүн техи кичик әмәсму? У Йәһваға беғишлинишниң қанчилик җиддий қарар екәнлигини чүшинәмду? Йә болмиса, йәнә бираз вақит күткини тоғриму?»— дәп ойланди. Балилири чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшни халиғанда, көп ғәмхорчан ата-аниларда мундақ соаллар пәйда болиду (Вәз 5:5). Сәвәви Йәһваға беғишлинип, чөмдүрүлүштин өтүш — инсанниң һаятидики әң муһим қарар. (« Өзүңизни » намлиқ рамкиға қараң.) Йәһва Худаға беғишлидиңизму?
3, 4. а) Чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүш бәк муһим екәнлигини әлчи Петрус қандақ көрсәтти? ә) Немишкә әлчи Петрус чөмдүрүлүштин өтүшни Нуһниң кемә ясиши билән селиштурған?
3 Әлчи Петрус чөмдүрүлүштин өтүшни Нуһниң кемә ясиши билән селиштурған. У мундақ дегән: «Шуниңға охшаш, һазирму суға чөмдүрүш... силәрни... қутқузиду» (Петрусниң 1-хети 3:20, 21ни оқуң). Кемә — Нуһ Худаниң ирадисини орунлашқа чин жүрәктин халайдиғанлиғиниң испати болған. Нуһ Йәһваниң тапшуруғини ишәнчлик орунлиған. Мәһкәм етиқади түпәйлидин Йәһва Нуһ вә униң аилисини аман қалдурди. Ундақта әлчи Петрус немә ейтмақчи еди?
4 Адәмләр кемигә қарап, Нуһниң Худаға ишинидиғанлиғини ениқ көргән. Шуниңға охшаш, адәмләр бирсиниң чөмдүрүлүштин өтмәкчи болғанлиғини көргәндә, у Әйсаниң төләм қурбанлиғиға вә униң тирилгәнлигигә ишинип, һаятини Худаға беғишлиғанлиғини чүшиниду. Нуһқа охшаш, чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәнләр Худаға итаәт қилиду вә униң тапшурмисини орунлайду. Нуһни топан сүйидин қутқузғинидәк, Йәһва зулум дуния вәйран қилинғанда чөмдүрүлгән садиқ хизмәтчилирини аман қалдуриду (Марк 13:10; Вәһий 7:9, 10). Бәк ениқки, Йәһваға һаятимизни беғишлап, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүш наһайити муһим. Буни кәйнигә сүривәрсәк, мәңгү яшаш мүмкинчилигидин айрилип қелишимиз мүмкин.
5. Бу мақалидә биз немини қараштуримиз?
5 Биз чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүш қанчилик муһим екәнлигини билдуқ, әнди келәрки үч соалниң җававини қараштурайли: Муқәддәс китапта чөмдүрүлүш мәрасими тоғрисида немә ейтилған? Чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүштин авал қандақ қәдәмләрни қилиш керәк? Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғучиларға яки балимизға тәлим бәргәндә, немишкә чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүш муһимлиғини есиға селип турушимиз һаҗәт?
МУҚӘДДӘС КИТАПТА ЧӨМДҮРҮЛҮШ МӘРАСИМИ ТОҒРИСИДА НЕМӘ ЕЙТИЛҒАН?
6, 7. а) Йәһия қилған чөмдүрүлүш мәрасими немини билдүргән? ә) Йәһия қандақ имтиязға егә болған?
6 Муқәддәс китапта тилға елинған чөмдүрүлүш мәрасимидин өткүзгән биринчи адәм — Чөмдүргүчи Йәһия (Мәтта 3:1—6). Немә үчүн адәмләр униңға келип, чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән? Чүнки шу адәмләр гуналириға товва қилип, Тәврат қануниға итаәтсизлик қилғанлиғини иқрар қилған. Амма у қилған әң муһим чөмдүрүлүш мәрасими тамамән башқа еди. Йәһия Йәһва Худаниң мукәммәл Оғли Әйсани чөмдүрүш имтиязиға егә болған (Мәтта 3:13—17). Әйса мукәммәл болғанлиқтин, униңға товва қилиш һаҗәт болмиған (Петрусниң 1-хети 2:22). Ундақта Әйса немә үчүн чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән? У һаятини Худаниң ирадисини орунлашқа беғишлиғанлиғини көрсәткүси кәлгән (Ибранийларға 10:7).
7 Әйса йәрдә хизмәт қилғанда, шагиртлири адәмләрни чөмдүрүлүш мәрасимидин өткүзүшкә башлиди (Йоһан 3:22; 4:1, 2). Бу адәмләрму Тәврат қануниға қарши гуна қилғанлиғиға товва қилғанлиқтин, чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән. Бирақ Әйса өлүп, қайта тирилгәндин кейин, униң шагирти болушни халиғанлар чөмдүрүлүш мәрасимидин башқа сәвәп түпәйлидин өтәтти.
8. а) Әйса тирилгәндин кейин қандақ буйруқ бәрди? ә) Немишкә мәсиһийләр чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүши керәк?
8 Әйса, б.м. 33-жили тирилгәндин кейин, 500дин ошуқ адәмгә көрүнгән вә уларниң ичидә әрләр, аяллар, һәтта балиларму болған болуши мүмкин. Бәлким, шу вақитта Әйса бу сөзләрни ейтқанду: «Шу сәвәптин, берип барлиқ хәлиқләрдин Атам, Униң Оғли һәм муқәддәс роһниң намиға чөмдүрүп, шагиртларни тәйярлаңлар, һәм мән силәргә буйриған барлиқ нәрсиләргә әмәл қилишни уларға үгитиңлар» (Мәтта 28:19, 20; Коринтлиқларға 1-хәт 15:6). Әйса өз әгәшкүчилиригә шагиртларни тәйярлашқа буйриған. Униң шагирти болушни, йәни «боюнтуруғини» елип жүрүшни халиған адәмләр чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүши керәк (Мәтта 11:29, 30). Худаға лайиқ түрдә хизмәт қилмақчи болған адәм Униң нийити Әйса арқилиқ әмәлгә ашидиғанлиғини етирап қилиши лазим. Кейин у Худаниң мақуллиши билән чөмдүрүлүш мәрасимидин өтәләйду. Муқәддәс китаптин Әйсаниң биринчи әсирдики әгәшкүчилири чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшниң муһимлиғини чүшәнгәнлиги ениқ көрүниду. Улар чөмдүрүлүш мәрасимидин кейинирәк өтүмиз дәп, уни кәйнигә сүрмигән (Әлчиләр 2:41; 9:18; 16:14, 15, 32, 33).
ЧӨМДҮРҮЛҮШ МӘРАСИМИДИН ӨТҮШНИ КӘЙНИГӘ СҮРМӘҢ
9, 10. Эфиопиялик киши билән Савлниң вақиәсидин қандақ савақ алимиз?
9 Әлчиләр 8:35, 36ни оқуң. Бир күни йәһудий динини қобул қилған эфиопиялик әр киши Йерусалимдики ибадәтханидин чиқип, өйигә келивататти. Йәһваниң пәриштиси бу кишигә «Әйса тоғрисида хуш хәвәрни ейтишқа» Филипни әвәтти. Шу чағда эфиопиялик киши немә қилди? У Әйсани Рәб сүпитидә тонушиниң қанчилик муһим екәнлигини чүшинип, Йәһваниң мәсиһийләргә қойған тәләплирини орунлиғуси кәлгәнликтин, кәйнигә сүрмәй чөмдүрүлүш мәрасимидин өтти.
10 Әнди Савл дегән йәһудий кишиниң вақиәсини қараштурайли. Әмәлийәттә, Исраил хәлқи Худаға беғишланған хәлиқ болған. Савл йәһудийлар техичә Худаға тоғра ибадәт қиливатиду дәп ойлап, Әйсаниң шагиртлирини тәқиплигән. Бирақ Исраил хәлқи итаәтсизлик қилғанлиқтин, Йәһва уларни рәт қилған. Шу вақитта Савл Әйсани өлди дәп ойлиған, бирақ бир күни тирилгән Әйсаниң өзи асмандин Савлға гәп қилған. Шу вақитта Савл немә қилди? У Анания исимлиқ мәсиһийниң ярдимини хошаллиқ билән қобул қилған. Муқәддәс китапта: «Орнидин туруп, чөмдүрүлүш рәсимидин өтти»,— дәп ейтилған (Әлчиләр 9:17, 18; Галатилиқларға 1:14). Кейинирәк Савл әлчи Паул дәп тонулған. Байқисиңиз, у Худа Өз ирадисини Әйса арқилиқ әмәлгә ашуридиғанлиғини чүшәнгәндә, кәйнигә сүрмәй, чөмдүрүлүштин өтти (Әлчиләр 22:12—16 оқуң).
11. а) Бүгүнки күндә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғанларни чөмдүрүлүштин өтүшкә немә дәвәт қилиду? ә) Бирси чөмдүрүлгәндә, биз қандақ һис-туйғуда болимиз?
11 Бүгүнки күндиму Муқәддәс китапни тәтқиқ қиливатқанлар, яш болсун, яшанған болсун, шундақ қилмақта. Улар Муқәддәс китапта ейтилғанларни яхши көргәнликтин вә ишәнгәнликтин, һаятини Йәһваға беғишлап, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүватиду. Конгрессларда чөмдүрүлүш мәрасимидин өтидиғанлар үчүн ейтилидиған нутуқ — һаяҗанландуридиған алаһидә вақит. Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғучилар һәқиқәтни қобул қилип чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндә, Йәһва гувачилири бәк хошал болиду. Ата-аниларму өз балилирини шуларниң қатарида көргәндә бәхитлик болиду. 2017-хизмәт жили давамида 284000дин ошуқ адәм чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүп, һаятини Йәһваға беғишлиди (Әлчиләр 13:48). Ениқки, улар чөмдүрүлүштин өтүш мәсиһийләр үчүн муһим тәләп екәнлигини чүшиниду. Бирақ чөмдүрүлүштин өтмәй туруп, улар қандақ муһим қәдәмләрни қилған?
12. Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғучилар чөмдүрүлүштин өтмәй туруп, қандақ қәдәмләрни қилиши керәк?
12 Чөмдүрүлүштин бурун Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғучилар Худа һәққидики һәқиқәтни, Униң йәр билән инсанийәткә тегишлик нийитини вә адәмләрни қутқузуш үчүн немә қилғанлиғини билиши керәк (Тимотийға 1-хәт 2:3—6). Андин етиқатни риваҗландуруши керәк. Етиқат уларни Худаниң қанунлириға бойсунушқа вә Худа өч көридиған нәрсиләрни әнди қилмаслиққа дәвәт қилиду (Әлчиләр 3:19). Бу наһайити муһим, чүнки Йәһва өзи өч көридиған ишларни қилидиған адәмләрниң беғишлинишини қобул қилмайду (Коринтлиқларға 1-хәт 6:9, 10). Лекин йәнә башқа муһим қәдәмләр бар. Һаятини Йәһваға беғишлимақчи болған адәм җамаәт учришишлириға қатнишиши вә турақлиқ һалда вәз қилип, башқиларға тәлим бериши керәк. Бу — Мәсиһниң әгәшкүчиси болушни халайдиған һәркимгә қоюлидиған тәләп (Әлчиләр 1:8). Тәтқиқ қилғучи авал буниң һәммисини қилиши керәк. Андин кейин шәхсий дуада һаятини Йәһваға беғишлап, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтәләйду.
ТӘТҚИҚ ҚИЛҒУЧИЛАР ҚОЮШИ КЕРӘК БОЛҒАН МӘХСӘТ
13. Башқиларға тәлим бәргәндә, уларниң һәқиқий мәсиһий болуши үчүн, чөмдүрүлүштин өтүши керәк екәнлигини немишкә унтумаслиғимиз һаҗәт?
13 Балилиримизға вә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилидиған башқа адәмләргә бу муһим қәдәмләрни қилишқа ярдәм бәргәндә, монуни ядимизда сақлайли: Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчиси болушни халиған адәм чөмдүрүлүштин өтүши лазим. Буни унтумисақ, орунлуқ болғанда беғишлиниш вә чөмдүрүлүш мәрасиминиң муһимлиғи һәққидә ейтиштин тартинмаймиз. Биз балилиримизниң вә башқа тәтқиқ қилғучиларниң роһий җәһәттин өсүп, чөмдүрүлүшини халаймиз!
14. Немишкә биз һечкимни чөмдүрүлүштин өтүшкә мәҗбурлимаймиз?
14 Әлвәттә, һечким балини яки тәтқиқ қилғучини чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшкә мәҗбурлимаслиғи керәк. Сәвәви Йәһва Худа һечкимни униңға хизмәт қилишқа мәҗбурлимайду (Йоһанниң 1-хети 4:8). Башқиларға тәлим бәргәндә, уларға Йәһва билән шәхсий мунасивәтни риваҗландурушниң қанчилик муһим екәнлигини чүшинишкә ярдәм беришимиз һаҗәт. Әгәр Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғучи Худа тоғрисида һәқиқәтни билгини үчүн чин жүрәктин миннәтдар болса вә һәқиқий мәсиһийләргә қоюлидиған тәләпләрниң һәммисини орунлашни халиса, чөмдүрүлүштин өтүш арзуси пәйда болиду (Коринтлиқларға 2-хәт 5:14, 15).
15, 16. а) Чөмдүрүлүштин өтүш үчүн, адәмниң бәлгүлүк яшта болуши шәртму? Чүшәндүрүп бериң. ә) Адәм башқа динда чөмдүрүлүштин өтсиму, немишкә Йәһва гувачиси сүпитидә чөмдүрүлүштин өтүши керәк?
15 Чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүш үчүн, бәлгүлүк яшта болуш шәрт әмәс. Һәрким һәр түрлүк болғанлиқтин, бәзилири башқиларға қариғанда роһий җәһәттин чапсанирақ өсиду. Көп адәмләр яш чеғида чөмдүрүлүп, чоң болғандиму Йәһваға садиқ болуп қалиду. Башқилири болса, йеши чоң болғанда Муқәддәс китаптики һәқиқәтни билип, чөмдүрүлүштин өтиду. Уларниң арисида һәтта 100 яштин ашқанларму бар!
16 Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип жүргән бир аял буниңдин бурун бирнәччә динда чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән. Шу сәвәптин, у өзи билән тәтқиқ қилған қериндаштин қайтидин чөмдүрүлүшниң һаҗәт болған-болмиғанлиғини сориди. Соалға җавап бериш үчүн, қериндаш бирнәччә айәтни көрсәтти. Муқәддәс китаптики тәләпләрни чүшәнгәндә, һелиқи аял 80 яшқа тақап қалған болсиму, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтти. Бу вақиәдин қандақ савақ алимиз? Йәһваниң ирадиси тоғрисида һәқиқәтни билсәкла, У бизниң чөмдүрүлүшимизни қобул қилиду. Шуңа башқа динда чөмдүрүлсиму, адәм Йәһва гувачиси сүпитидә чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүши керәк (Әлчиләр 19:3—5ни оқуң).
17. Чөмдүрүлүш мәрасимидин өтидиған күни адәм немә һәққидә ойлиниши керәк?
17 Чөмдүрүлүш мәрасимидин өтидиған күн — наһайити бәхитлик күн. Шуниң билән бу — беғишлиниш вә чөмдүрүлүшниң мәнаси һәққидә пухта ойлинидиған вақит. Һәқиқий мәсиһийләргә қоюлидиған һәммә тәләпни орунлаш үчүн көп күч чиқириш керәк. Әйсаниң шагиртлири «өзлири үчүн әмәс, бәлки улар үчүн өлүп тирилгүчи мәнпийитигә яшиши» һаҗәт (Коринтлиқларға 2-хәт 5:15; Мәтта 16:24).
18. Кейинки мақалидә қайси соалларни қараштуримиз?
18 Бу мақалидин көргинимиздәк, һәқиқий мәсиһий болуш наһайити җиддий қарар. Мақалиниң бешида тилға елинған Марияниң аписиму шу сәвәптин азирақ әнсиригән. Ата-ана болсиңиз, сизму мундақ ойлиғансиз: «Балам чөмдүрүлүштин өтүшкә һәқиқәтән тәйярму? Өзини Йәһваға беғишлаш үчүн Уни яхши тонуп-биләмду? Чөмдүрүлүштин өтмәй туруп балам яхши билим елип, яхши ишқа кириши керәкму? Чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндин кейин балам еғир гуна қилип қойсичу?» Мошу соалларни кейинки мақалидә қараштуруп, мәсиһий ата-анилар чөмдүрүлүш мәрасимиға тегишлик қандақ дурус көзқарашта болалайдиғанлиғини билимиз.