Көңүлни хуш қилидиған меһмандостлуқ бәк муһим!
«Налә қилмай, өз ара меһмандост болуңлар» (ПЕТРУСНИҢ 1-ХЕТИ 4:9).
НАХШИЛАР: 50, 20
1. Биринчи әсирдики мәсиһийләр қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгән?
ТӘХМИНӘН б.м. 62-жили билән 64-жилиниң арилиғида әлчи Петрус «Понт, Галатия, Кападокия, Асия, Битиния вилайәтлиридә тарқилип, йәрдә вақитлиқ яшаватқан» қериндашларға хәт язған (Петрусниң 1-хети 1:1). Уларниң келип чиқиши һәр түрлүк болған. Улар «синақ үчүн көйүватқан отқа», йәни тәқипләргә дуч кәлгәнликтин, тәсәлли билән рәһбәрликкә муһтаҗ болған. Буниңдин ташқири, улар наһайити хәтәрлик заманда яшиған. Петрус уларға: «Барлиқ нәрсиниң ахири йеқинлашмақта»,— дәп ейтқан. Йерусалимниң вәйран қилинишиға он жилдин аз вақит қалған еди. Һәр түрлүк җайдики мәсиһийләргә бу вақиттин аман өтүшкә немә ярдәм берәтти? (Петрусниң 1-хети 4:4, 7, 12).
2, 3. Немишкә Петрус қериндашларни меһмандост болушқа үндигән? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
2 Петрус қериндашларға бәргән мәслиһәтләрниң бири: «Өз ара меһмандост болуңлар» (Петрусниң 1-хети 4:9). «Меһмандост» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи удул мәнада «натонуш кишиләргә меһир-муһәббәт яки меһрибанлиқ көрситиш» дегәнни билдүриду. Қериндашлар бир-бирини яхши тонуған вә өз ара арилашқан болсиму, Петрус уларни «өз ара» меһмандост болушқа үндиди. Меһмандост болуш уларға қандақ пайда әкеләтти?
3 Бу уларни бир-биригә йеқинлаштуратти. Сиз тоғрисида немә ейтишқа болиду? Сизни кимду-бирси меһманға чақирғанда, вақитни көңүллүк өткүзгәнлигиңиз есиңиздиму? Өзүңизму бирсини меһман қилип, достлуғиңиз техиму қоюқлашқанду. Қериндашлириңизни йеқинарақ тонушниң бир усули — меһмандостлуқ көрситиш. Петрусниң вақтида яшиған мәсиһийләрниң қийинчилиқлири кәскинләшкәнсири, улар өз ара зич мунасивәттә болуши бәк муһим еди. Бу ахирқи күнләрдә бизгиму шундақ қилиш керәк (Тимотийға 2-хәт 3:1).
4. Мошу мақалидә қандақ соалларни муһакимә қилимиз?
4 «Өз ара» меһмандостлуқни көрситишниң қандақ мүмкинчиликлири бар? Меһмандост болушимизға немә тосалғу болуши мүмкин вә бу җәһәттин қандақ яхшилиналаймиз? Өзүмиз яхши меһман болуш үчүн немә қилалаймиз?
МЕҺМАНДОСТ БОЛУШНИҢ МҮМКИНЧИЛИКЛИРИ
5. Мәсиһий учришишлиримизда қандақ меһмандост болалаймиз?
5 Җамаәт учришишлирида. Йәһва Худа һәм Униң тәшкилати һәммимизни җамаәт учришишлириға тәклип қилиду. Учришишларға кәлгәнләрниң һәммисини, болупму йеңидин кәлгәнләрни очуқ чирай билән қучақ йейип қарши алимиз (Римлиқларға 15:7). Улар Йәһваниңму меһманлири болғачқа, ташқи көрүнүши һәм кийимигә қаримай, өзини әркин-азадә тутуши үчүн амал тепишимиз керәк (Яқуп 2:1—4). Бирсиниң ялғуз кәлгәнлигини байқисиңиз, уни йениңизда олтурушқа тәклип қилаламсиз? Учришиш қандақ өткүзилидиғанлиғини чүшәндүрүшкә яки Муқәддәс китаптин оқулуватқан айәтләрни тепишқа ярдәм бәрсиңиз, у сизгә миннәтдар болиду. Бу — «меһмандост болушниң» әҗайип йоли (Римлиқларға 12:13).
6. Алаһидә кимләргә меһмандост болушимиз керәк?
6 Чайға яки тамаққа чақириш. Муқәддәс китап йезилған вақитларда меһмандостлуқни көрситиш үчүн, адәмләр башқиларни өз өйигә тамаққа чақирған. Шуниң арқилиқ улар билән достлишишни вә инақ болушни халиғанлиғини көрсәткән (Яритилиш 18:1—8; Һакимлар 13:15; Луқа 24:28—30). Биринчидин меһмандостлуқни кимгә көрситишимиз керәк? Җамаәттики қериндашларға. Бу дуния барғансири рәзиллишиватқанлиқтин, биз қериндашлиримизниң ярдимигә муһтаҗ болуп, уларға вападар дост болушимиз һаҗәт. 2011-жили Рәһбәрлик кеңәш Қошма Штатлардики Бәйтәл аилиси үчүн «Күзитиш мунари» журналиниң муһакимиси өтидиған вақитни 18:45тин 18:15кә өзгәртти. Немә сәвәптин? Уқтурушта бу учришиш балдурирақ аяқлашса, бәйтәлликләрниң меһман чақиришқа вә меһманға беришқа көпирәк вақти болидиғанлиғи ейтилған. Башқа филиаллардиму мундақ өзгириш йүз бәрди. Бу Бәйтәл аилисиниң бир-бирини яхширақ тонувелишиға яхши пурсәт яратти.
7, 8. Җамаитимизгә кәлгән натиқларға қандақ меһмандост болалаймиз?
7 Бәзидә башқа җамаәттин кәлгән бурадәрләр, наһийилик назарәтчиләр, Бәйтәл вәкиллири җамаитимизгә келип нутуқ ейтиду. Бу бурадәрләргә меһмандостлуқни көрситишниң мүмкинчилигини қоллиналаймизму? (Йоһанниң 3-хети 5—8ни оқуң). Буниң бир йоли — уларни өйүмизгә чай яки тамаққа тәклип қилиш.
8 Қошма Штатларда яшайдиған бир қериндишимиз мундақ дәйду: «Жиллар давамида йолдишим иккимиз көплигән натиқлар вә уларниң аяллирини өйүмизгә чақирдуқ». Униң ейтишичә, һәрбир меһман кәлгәнсири, етиқадини мустәһкәмлиди вә улар вақитни көңүллүк өткүзгән. «Буниңға һечқачан пушайман қилмидуқ»,— дәп қошти у.
9, 10. а) Кимләргә узағирақ вақитқа башпана керәк болуши мүмкин? ә) Өйлири кичик қериндашлар ярдәм қолини созаламду? Мисал кәлтүрүң.
9 Узақ туридиған меһманлар. Қедимий заманда бәзи меһманларға қонидиған җай бериш адәттики әһвал болған (Аюп 31:32; Филимунға 22). Бүгүнки күндиму мундақ еһтияҗ бар. Җамаәткә сәпәр билән келидиған наһийилик назарәтчиләргә пат-пат вақитлиқ башпана керәк. Тәшкилатниң һәр түрлүк мәктәплиригә оқуш үчүн келидиған қериндашлар вә қурулушқа қатнишидиған пидаийларғиму туридиған җай һаҗәт болуши мүмкин. Тәбиий апәтниң кесиридин өйидин айрилған қериндашлиримизғиму өйлири йеңидин қурулмиғичә, пана керәк. Уларни пәқәт өйи йоған қериндашларла қобул қилалайду дәп ойлимаслиғимиз лазим. Улар униңсизму һәрдайим шундақ қилип келиватиду. Ундақта өйүңиз кичик болсиму, бирсини меһман қилаламсиз?
10 Җәнубий Кореядики бир бурадәр теократиялиқ мәктәпкә кәлгән қериндашларни меһман қилғанлиғини әсләп, мундақ дәйду: «Йеқинда өйлинип, кичик өйдә турғанлиқтин, бешида мән меһман чақириштин уйилаттим. Бирақ мәктәпкә кәлгән қериндашларни биз билән турушқа тәклип қилиш бизгә көп хошаллиқ әкәлди. Йеңидин той қилған биз Йәһваға биллә хизмәт қилғанда вә роһий мәхсәтләргә биллә интилғанда, әр-аялларниң қанчилик бәхитлик болалайдиғанлиғини чүшәндуқ».
11. Немишкә җамаитиңизгә көчүп кәлгәнләргә меһмандостлуқ көрситиш муһим?
11 Җамаитимизгә көчүп кәлгән қериндашлар. Сизниң җамаитиңизгә башқа җамаәттин бир қериндаш яки аилә өтүши мүмкин. Еһтимал, улар җамаитиңизгә ярдәм бериш үчүн кәлгән яки җамаитиңизгә тайинланған пешқәдәмләр. Бу улар үчүн чоң өзгириш. Уларға йеңи йәргә, йеңи җамаәткә, бәлким, һәтта йеңи тил билән мәдәнийәткә үгиниш керәк. Сиз уларни тамақ ичишкә яки биллә бир йәргә беришқа тәклип қилаламсиз? Шу чағда уларға йеңи достларни тепип, йеңи вәзийәткә көнүш асанирақ болиду.
12. Меһмандостлуқ көрситиш үчүн көп нәрсиниң һаҗәт әмәслиги қайси вақиәдин көрүниду?
12 Меһмандост болуш үчүн көп нәрсиниң һаҗити йоқ (Луқа 10:41, 42ни оқуң). Аяли иккиси миссионерлиқ хизмәтни йеңидин башлиған чеғини әсләп, бир бурадәр мундақ деди: «Биз бәк яш болуп, тәҗрибимиз йоқ еди вә өйүмизни қаттиқ сеғинаттуқ. Бир күни кәчтә аялимни қаттиқ сеғиниш бесип, мән уни һеч бәзләлмидим. Кейин саат йәттә йеримда бирси ишигимизни қақти. У Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип жүргән аял екән. Қолида үч тал апельсин болди. У йеңидин кәлгән миссионерлар билән тонушушқа келипту. Биз уни өйгә киргүзүп, бир чинә су бәрдуқ. Андин чай вә иссиқ шоколад тәйярлидуқ. Биз суахили тилини техи билмидуқ, у болса инглизчә билмәтти». Бу бурадәр мошу вақиәниң уларға йәрлик қериндашлар билән достлишип, хошаллиғини ашурушқа ярдәм бәргәнлигини ейтти.
МЕҺМАНДОСТ БОЛУШИҢИЗҒА ҺЕЧНӘРСӘ ТОСАЛҒУ БОЛМИСУН
13. Меһмандост болушниң қандақ пайдиси бар?
13 Меһман чақиришқа тартинған чеғиңиз болғанму? Шундақ болса, вақитни қизиқарлиқ өткүзүп, мәңгү давамлишидиған достлуққа еришишниң мүмкинчилигини қолдин чиқиривалғансиз. Меһмандост болуш — ялғузлуқниң әң яхши даваси. Ундақта, немишкә бәзилири меһман чақириштин тартиниду? Буниң бирнәччә сәвәви бар.
14. Меһман күтүшкә яки меһманға беришқа вақтимиз билән күчимиз йәтмисә, немә қилсақ болиду?
14 Вақит билән күч. Йәһваниң хизмәтчилири бәк алдираш вә уларниң көп вәзипилири бар. Бәзибирлири меһман чақиришқа вақтим йоқ яки күчүм йәтмәйду дәп ойлиши мүмкин. Сизму шундақ ой-пикирдә болсиңиз, меһмандост болуш яки меһманға бериш үчүн, сизгә җәдвилиңизни өзгәртиш керәкту. Мундақ қилиш бәк муһим, чүнки Муқәддәс китап бизни меһмандостлуқ көрситишкә дәвәт қилиду (Ибранийларға 13:2). Шу сәвәптин меһмандост болуш тоғра. Амма меһман чақириш үчүн, сизгә анчә муһим әмәс ишларға азирақ вақит чиқириш керәк болуши мүмкин.
15. Немишкә бәзилири меһман күтәлмәймән дәп ойлиши мүмкин?
15 Өзүңизгә болған көзқараш. Чақиришни халисамму, меһман күтүш қолумдин кәлмәйду дәп ойлиған чеғиңиз болғанму? Өзүңиз тартинчақ болушиңиз мүмкин яки меһманлириңиз зерикип кетиду дәп әнсирәйдиғансиз. Йә болмиса, пулум анчә көп әмәс, меһманларни башқа қериндашлардәк яхши күтәлмәймән дәп ойлайдиғансиз. Әң муһими, өйүңизниң гөзәл вә һәшәмәтлик болуши әмәс, таза вә сәрәмҗан болуши екәнлигини унтумаң. Меһманларни очуқ чирай билән қарши алсиңиз, улар мәмнун болиду.
16, 17. Меһманларни чақирғанда һодуқсиңиз, немә қилсиңиз болиду?
16 Меһман күткәндә башқиларму бираз әнсирәйду. Британиядә яшайдиған бир ақсақал мундақ дәйду: «Меһманларниң келишигә тәйярланғанда азирақ һодуқушимиз мүмкин. Лекин Йәһваға болған хизмәт билән бағлиқ һәрқандақ ишқа охшаш, буниңму пайдиси билән әкелидиған қанаәт сезими һәммә ғәм-әндишидин ешип чүшиду. Маңа меһманлар билән қәһвә ичип, сөһбәтлишиш яқиду». Меһманлириңизға сәмимий қизиқиш билдүрүш яхши нәтиҗә әкелиду (Филипиликләргә 2:4). Адәмләрниң көпчилиги бешидин өткән вақиәләрни ейтип беришни яхши көриду. Мундақ вақиәләрни пәқәт биллә җәм болғанда аңлалаймиз. Йәнә бир ақсақал мундақ деди: «Җамаәттики достлиримни өйгә чақириш арқилиқ уларни яхширақ чүшинәләймән вә улар билән йеқинирақ тонушуп, һәқиқәткә қандақ кәлгәнлигини биләләймән». Әгәр сиз меһманларға сәмимий көңүл бөлсиңиз, һәммисиниң хошал-хорам болидиғанлиғи сөзсиз.
17 Һәр түрлүк теократиялиқ мәктәпләргә қатнашқанларни пат-пат меһман қилидиған бир қериндишимиз мундақ дәйду: «Бешида азирақ әнсиридим. Сәвәви өйүм бәк аддий, җиһазлиримму башқилардин қалған. Бирақ мәктәптә муәллим болған бир бурадәрниң аяли билән сөзләшкәндин кейин, көңлүм орниға чүшти. У йолдиши иккисиниң наһийилик хизмәттә болғанлиғи һәққидә: “Бай әмәс болсиму, бизгә охшаш аддий турмуш кәчүрүп, Йәһваға хизмәт қилишқа интилидиған роһий қериндашларниң өйидә әң әҗайип күнлиримиз өтти”,— деди. Бу маңа апамниң кичик чеғимда: “Меһир-муһәббәт билән от-чөп йегән әвзәл”,— дегән сөзлирини есимға салди» (Пәнд-нәсиһәтләр 15:17). Әң муһими, меһманлиримизға меһир-муһәббәт көрситишимиз керәк, шуңа әнсирәшниң һаҗити йоқ.
18, 19. Меһмандост болуш бирсигә болған яман һис-туйғумизни йеңишкә қандақ тәсир қилалайду?
18 Башқиларға болған көзқараш. Җамаәттә чишиңизға тегидиған қандақту бир қериндаш барму? Бу яман һис-туйғулар билән күрәшмәй, қол қошлап олтарсиңиз, улардин айрилалмайсиз. Бәлким, сизгә миҗәзи яқмайдиған адәмни меһман қилғуңиз кәлмәйдиғанду. Йә болмиса, бирси өтмүштә сизни рәнҗиткәнлигини унталмай жүргәнсиз.
19 Муқәддәс китапта меһмандост болуш башқилар билән, һәтта дүшмәнлиримиз билән мунасивитимизни яхшилитидиғанлиғи ейтилған (Пәнд-нәсиһәтләр 25:21, 22ни оқуң). Бирсини өйүңизгә тәклип қилсиңиз, сиз шу адәмгә болған яман һис-туйғулириңизни йеңип, униң билән яхширақ мунасивәткә егә болалайсиз. Шу чағда Йәһва һәқиқәтни ечип бәргән чағда шу адәмдә байқиған яхши хисләтләрни сизму көрүшкә башлайсиз (Йоһан 6:44). Меһир-муһәббәт сизни тәклип қилиду дәп күтмигән адәмни меһман қилишқа дәвәт қилса, яхши достлуқниң асаси селиниши мүмкин. Сизни буниңға һәқиқәтән меһир-муһәббәт дәвәт қилғанлиғиға қандақларчә көз йәткүзәләйсиз? Буниң бир усули — Филипиликләргә 2:3тики мәслиһәткә қулақ селиш. Бу айәттә: «Башқиларни өзүңлардин артуқ дәп санаңлар»,— дәп йезилған. Қериндашлиримизниң биздин қайси тәрәптин растинла артуқ екәнлиги һәққидә ойлинишимиз керәк. Еһтимал, уларниң етиқади, сәвир-тақити яки қандақту бир мәсиһий хислити тәқлит қилишқа сазавәрдур. Уларниң яхши хисләтлири тоғрисида мулаһизә қилғанда, уларни техиму яхши көримиз вә уларға меһмандостлуқ көрситиш асанирақ болиду.
ЯХШИ МЕҺМАН БОЛУҢ
20. Тәклипни қобул қилғандин кейин, ишәнчлик адәм екәнлигимизни қандақ көрситәләймиз вә немишкә шундақ қилишимиз керәк?
20 Зәбур язғучиси Давут: «Пәрвәрдигар, ким чедириңдә туралайду?»— дәп сориған (Зәбур 15:1). Буниңдин кейин у Йәһва Өзиниң меһманлирида қандақ хисләтләрни көрүшни халиғанлиғини тәсвирлигән. Бу хисләтләрниң бири — өзи зиян тартсиму вәдисидә туридиған ишәнчлик адәм болуш (Зәбур 15:4). Әгәр биз тәклипни қобул қилсақ, муһим сәвәпсиз меһманға бериштин ялтаймаслиғимиз лазим. Тәклип қилған киши бизни күтүшкә тәйярлинип олтуруши мүмкин. Әгәр биз бериштин баш тартсақ, униң әмгиги бекар болуп қалиду (Мәтта 5:37). Бәзибирлири өзигә көпирәк яқидиған йәргә меһманға бериш үчүн, буниңдин бурун келишип қойған йәргә бериштин баш тартиду. Бу меһир-муһәббәт вә һөрмәтни көрситишкә ятамду? Өй егиси немини тәғдим қилмисун, уни миннәтдарлиқ билән қобул қилишимиз керәк (Луқа 10:7). Әгәр меһманға бериштин баш тартишиңизға тоғра кәлсә, өй егисини мүмкинқәдәр әтигәнирәк агаһландурушимиз лазим. Шу чағда меһир-муһәббәт билән силиқ-сипайилиғимизни көрситимиз.
21. Бир-биримизгә меһмандост болуш немишкә муһим?
21 Йәрлик мәдәнийәтниму һөрмәтлишимиз бәк муһим. Бәзи мәдәнийәтләрдә күтмигән йәрдин келип қалған меһманларни қучақ йейип қарши алиду. Башқа йәрләрдә болса, бирсиниң өйигә бармай туруп, алдин-ала келишивалғанлиғи яхши. Бәзи җайларда өй егиси меһманниң алдиға әң яхшисини қоюп, өйдикилири кейинирәк тамақ ичиду, башқилирида болса, һәммиси дәстиханда биллә олтириду. Йәнә бир йәрләрдә меһманлар, адәттә, җозиға қойидиған бирнәрсини алғач келиду, йәнә бирлиридә бирнәрсә әкәлгини күтүлмәйду. Бәзи мәдәнийәтләрдә меһман авалқи бирнәччә қетим тәклипни силиқ-сипайилиқ билән рәт қилиду. Амма өзгә мәдәнийәттә биринчи қетим чақирилғанда, баш тартиш қопал болуп һесаплиниду. Өй егиси бизни меһман қилмақчи болғанда, хошал болуши үчүн һәрқачан бар күчимизни селишимиз керәк.
22. «Өз ара меһмандост болуш» немишкә муһим?
22 Әлчи Петрус: «Барлиқ нәрсиниң ахири йеқинлашмақта»,— дегән (Петрусниң 1-хети 4:7). Бүгүн биз илгири кейин болмиған әң бүйүк апәтниң босуғисида туруватимиз. Бу дуния зулумлуққа патқансири, биз қериндашларға болған меһир-муһәббитимизни техиму күчәйтишимиз керәк. Ундақта Петрусниң «өз ара меһмандост болуңлар» дегән мәслиһитигә қулақ селиш бүгүн наһайити муһим (Петрусниң 1-хети 4:9). Меһмандостлуқ һазир вә мәңгүлүк давамида көңлүмизни хуш қилидиған вә һаҗәтлик хисләт болиду.