Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Бу дунияға хас ой-пикирләрни рәт қилиң

Бу дунияға хас ой-пикирләрни рәт қилиң

«Пәхәс болуңларки,... пәлсәпә һәм ялған гәпләр арқилиқ силәргә олҗидәк егә болувалидиған кимду-бирси пәйда болмисун» (КОЛОСИЛИҚЛАРҒА 2:8).

НАХШИЛАР: 23, 26

1. Әлчи Паул Колосидики қериндашларға немә язди? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

ӘЛЧИ ПАУЛ тәхминән б.м. 60, 61-жиллири Римда түрмидә олтарғанда, Колосидики мәсиһийләргә хәт әвәтиду. Бу хәттә Паул уларға немә сәвәптин «роһий чүшинишкә», йәни мәсилиләргә Йәһвадәк қараш қабилийитигә, еришиш муһим екәнлигини чүшәндүрди (Колосилиқларға 1:9). У мундақ деди: «Буни ейтишимниң сәвәви, һечким силәрни қайил қиларлиқ испатлар билән алдап кәтмисун. Пәхәс болуңларки, Мәсиһ бойичә әмәс, бәлки инсаний әнъәниләр вә бу дунияниң принциплири бойичә, пәлсәпә һәм ялған гәпләр арқилиқ силәргә олҗидәк егә болувалидиған кимду-бирси пәйда болмисун» (Колосилиқларға 2:4, 8). Андин Паул кәң тарқалған бәзи пикирләрниң немишкә натоғра екәнлигини, лекин улар немә сәвәптин көпчиликкә яқидиғанлиғини чүшәндүрди. Мәсилән, мундақ пикирләрниң бәзилири түпәйлидин адәмләр өзлирини башқилардин үстүн яки әқиллиғирақ һесаплиған. Шуңа Паул қериндашларға бу дунияниң пикирлирини рәт қилип, яман ишлардин нери турушқа мәслиһәт берип, бу хәтни әвәткән (Колосилиқларға 2:16, 17, 23).

2. Немишкә биз бу дунияниң бәзи ой-пикирлирини қараштуримиз?

2 Бу дунияниң тәсири астидики адәмләр Йәһваниң принциплирини көзгә илмайду. Шу сәвәптин, биз пәхәс болмисақ, бу дунияниң ой-пикирлири бизгә тәсир қилип, аста-аста Худаниң даналиғиға гуман қилишни башлишимиз мүмкин. Мундақ пикирләрни телевизордин, тордин, ишта яки мәктәптә пат-пат аңлап туримиз. Яман тәсирдин нери туруш үчүн немә қилсақ болиду? Бу мақалидә биз бу дунияниң бәш хил ой-пикрини қараштуруп, уларни қандақ рәт қилишқа болидиғанлиғини көрүп чиқимиз.

ХУДАҒА ИШИНИШ КЕРӘКМУ?

3. Көпчиликкә қандақ ой-пикир яқиду? Немишкә?

3 «Худаға ишәнмисәмму, яхши адәм болалаймән». Мундақ ой-пикир көп дөләтләрдә кәң тарқалған. Буни ейтидиған адәмләр Худаниң мәвҗут болған-болмиғанлиғи һәққидә чоңқур ойлимай, пәқәт өзлири халиған нәрсиләрни қилишқа әркин болғуси келидиғанду (Зәбур 10:4ни оқуң). Башқилири болса: «Худаға ишәнмисәмму, өзүмниң яхши қаидә-өлчәмлирим бар»,— дәйду. Шуниң арқилиқ улар өзлирини әқиллиқ көрсәтмәкчи.

4. Яратқучининиң бар екәнлигигә ишәнмәйдиған адәмгә ярдәм бериш үчүн немә десәк болиду?

4 Худаниң йоқ екәнлигигә ишиниш мәнтиқийму? Бу соалға җавап тепиш үчүн бәзи адәмләр илим-пәнгә тайинип, ойлири техиму қалаймиқанлишиду. Амма һәқиқәт бәк аддий. Мәсилән, өйниң өз-өзидин пәйда болуши мүмкинму? Әлвәттә, яқ! Униң қурулушчиси бар. Мәвҗудатларниң яритилиши болса, нәқәдәр мурәккәп. Һәтта әң аддий һүҗәйриниң өзи бөлүнүп көпийиду, өйниң болса көпийиши мүмкин әмәс. Һүҗәйриләр мәлуматни сақлап, уни йеңидин пәйда болған һүҗәйриләргә йөткәләйду, шундақларчә йеңи һүҗәйриләрму өзиниң көчүрмисини ясап, көпийиләйду. Мундақ һүҗәйриләрни ким яратти? Муқәддәс китапта буниң җавави бар: «Шүбһисизки, һәрқандақ өйни бирси бәрпа қилғинидәк, һәммә нәрсини бәрпа қилған Худадур» (Ибранийларға 3:4).

5. Инсанлар Худаға ишәнмисиму, неминиң тоғра екәнлигини биләләйду дегән пикир һәққидә немә дейишкә болиду?

5 «Худаға ишәнмисәкму, неминиң тоғра екәнлигини билидиған яхши адәм болалаймиз» дегән ой-пикир һәққидә немә дейишкә болиду? Муқәддәс китапта һәтта Худаға ишәнмәйдиған адәмниң яхши принциплири болуши мүмкинлиги йезилған (Римлиқларға 2:14, 15). Мәсилән, кимду бирси ата-анисини яхши көрүп, уларни һөрмәтләйдиғанду. Амма Йәһваниң өлчәмлиригә риайә қилмиса, у бәк яман қарарлар чиқириши мүмкин (Йәшая 33:22). Бүгүнки күндә, көплигән әқиллиқ адәмләр дуниядики қайғу-һәсрәттин айрилиш үчүн Худаниң ярдимигә муһтаҗ екәнлигимизни етирап қилиду (Йәрәмия 10:23ни оқуң). Шуңа Худаға ишәнмәй вә униң өлчәмлиригә риайә қилмай, өзүмиз неминиң яхши екәнлигини биләләймиз дегән көзқарашқа алданмаслиғимиз керәк (Зәбур 146:3).

БИЗГӘ ДИН КЕРӘКМУ?

6. Көп адәм дин һәққидә қандақ көзқарашта?

6 «Адәм һечбир динда болмисиму бәхитлик болалайду». Көп адәмләрниң ойичә, дин конирап кәткән вә униң һеч пайдиси йоқ. Шуниң билән, көп динлар дозақ оти тоғрисида тәлим бериду, ианә беришкә мәҗбурлайду яки сәясәтчиларни қоллайду. Шуңлашқа барғансири көп адәм динсизму бәхитлик болалаймән дегәнлиги һәйран қалдурарлиқ әмәс. Улар: «Мән Худаға ишинимән, бирақ һечбир динда болғум йоқ»,— дәп ейтиши еһтимал.

7. Һәқиқий дин сизни қандақларчә бәхитлик қилалайду?

7 Динсиз һәқиқәтән бәхитлик болалаймизму? Әлвәттә, адәм ялған динсиз бәхитлик болалайду. Лекин адәм Йәһваниң дости болмиса, һәқиқий бәхиткә еришәлмәйду, чүнки У «бәхитлик Худа» (Тимотийға 1-хәт 1:11). Йәһва һәммини башқиларға ярдәм бериш үчүн қилиду. Биз Униң хизмәтчилири болғанлиқтин бәхитлик, сәвәви бизму башқиларға ярдәм бериш пурситини издәймиз (Әлчиләр 20:35). Мәсилән, һәқиқий ибадәт түпәйлидин аилиләр қандақ қилип бәхитлик болалайдиғанлиғи һәққидә ойлап көрүң. Биз сөйгән яримизни һөрмәтләшкә вә униңға вападар болушқа, балилиримизни әдәплик қилип тәрбийиләшкә вә аилимизни сөйүшкә үгинимиз. Һәқиқий ибадәт Худаниң хәлқигә җамаәттә инақлиқни сақлашқа вә өз ара меһир-муһәббәт көрситишкә ярдәм бериду (Йәшая 65:13, 14ни оқуң).

8. Мәтта 5:3 бәхитниң ачқучи немә екәнлигини қандақ чүшәндүриду?

8 Адәм Худаға хизмәт қилмай һәқиқий бәхиткә еришиши мүмкинму? Адәмләрни немә бәхитлик қилалайду? Бәзи адәмләр иштин, спорттин яки өзи яқтуридиған иш билән шуғуллиништин хошаллиқ тапиду. Башқилири болса, өй-ичидикилири вә достлириға ғәмхорлуқ қилиштин қанаәт алиду. Бу ишларниң һәммиси хошаллиқ әкәлгини билән, һаятта буниңдинму муһим мәсилиләр бар. Һайванатлардин пәриқлинип, биз Яратқучимизни тонуп-билип, униңға ибадәт қилалаймиз. У бизни шундақ яратқанлиқтин, биз Йәһваға ибадәт қилғанда, өзүмизни бәхитлик һис қилимиз (Мәтта 5:3ни оқуң). Мәсилән, қериндашлиримиз билән ибадәт үчүн баш қошқанда, хошал болуп, тәсәлли алимиз (Зәбур 133:1). Шундақла дуниявий қериндашлиқниң әзаси болғанлиғимиз, пак һаят кәчүргәнлигимиз вә келәчәккә болған үмүтимиз бизгә хурсәнлик әта қилиду.

БИЗГӘ ӘХЛАҚИЙ ӨЛЧӘМЛӘР КЕРӘКМУ?

9. а) Җинсий мунасивәткә көпчилик қандақ қарайду? ә) Немишкә Худа Сөзидә яридин башқа бирси билән җинсий мунасивәттә болуш натоғра екәнлиги йезилған?

9 «Яриңиздин башқа бирси билән җинсий мунасивәттә болушниң немиси яман?» Бәзилири бизгә: «Немишкә өзүңларни шунчилик чәкләйсиләр? Һаяттин һузурланмамсиләр»,— дәп ейтиши мүмкин. Амма Худа Сөзидә җинсий әхлақсизлиқ мәнъий қилиниду * (Изаһәткә қараң.) (Салоникилиқларға 1-хәт 4:3—8ни оқуң). Йәһва бизни яратқанлиқтин, униң бизгә қанунларни бериш һоқуқи бар. Худа пәқәт той қилған әр билән аял җинсий мунасивәттә болалайдиғанлиғини ейтқан. Йәһва бизни яхши көргәнликтин, бизгә қанунларни бәргән вә шу қанунларға бойсунсақ, һаятимиз яхширақ болидиғанлиғини билиду. Худаниң қанунлириға итаәт қилидиған аилә әзалири бир-бирини техиму көп яхши көрүп, һөрмәтләйду вә өзини бехәтәр һис қилиду. Амма қанунлирини билип туруп, итаәтсизлик қилидиғанларни Худа җавапқа тартиду (Ибранийларға 13:4).

10. Мәсиһий қандақларчә җинсий әхлақсизлиқтин нери туралайду?

10 Муқәддәс китапта җинсий әхлақсизлиқтин қандақ нери туралайдиғанлиғимизға тегишлик мәслиһәтләр бар. Биз немигә қарайдиғанлиғимизни башқурушимиз керәк. Әйса: «Кимду-ким аял кишигә қараверип, шәһванийлиққа берилсә, у жүригидә шу аял билән нека вапалиғини бузған болиду. Әгәр оң көзүң сән үчүн путликашаң болса, уни оюп ташлавәт»,— дегән (Мәтта 5:28, 29). Демәк, порнография билән әхлақсиз нахшилардин нери турушимиз керәк. Паул мундақ дегән: «Шуңа йәрлик әзалириңларни, йәни җинсий әхлақсизлиқни... өлтүрүңлар» (Колосилиқларға 3:5). Шуниң билән, биз ойлиримизға вә сөзлиримизгә диққәтлик болушимиз керәк (Әфәсликләргә 5:3—5).

МӘНСӘПКӘ ИНТИЛИШИМИЗ КЕРӘКМУ?

11. Немишкә мәнсәп қоғлап кетишимиз мүмкин?

11 «Мәнсәп бәхиткә ериштүриду». Адәмләр бизни вақтимиз вә күчимизниң һәммисини мәнсәпкә сәрип қилишқа дәвәт қилиши мүмкин. Болупму бизни даңлиқ, күчлүк, бай қилидиған мәнсәпкә интилишкә үндәйдиғанду. Бәхиткә еришиш үчүн мәнсәпкә интилиш керәк дәп һесаплайдиған адәмләр көп болғанлиқтин, бизму уларниң тәсиригә берилип, аста-аста шундақ ойлашқа башлишимиз мүмкин.

12. Мәнсәп адәмни бәхитлик қиламду?

12 Мәнсәп адәмни күчлүк яки даңлиқ қилалайдиғанлиғи раст, бирақ у сизни бәхитлик қилаламду? Яқ. Мону һәққидә ойлап көрүң: Шәйтанму күчлүк вә атақлиқ болушни халиған. Бир мәнада, у мәхситигә йәтти. Амма у бәхитлик әмәс, әксичә қаттиқ аччиқланмақта (Мәтта 4:8, 9; Вәһий 12:12). Буниңға қариму-қарши, адәмләргә Худа һәққидә вә у вәдә қилған келәчәк тоғрисида ейтидиған биз немә дегән бәхитлик! Дуниядики һечбир мәнсәп сизгә мундақ бәхитни әкәлмәйду. Буниңдин ташқири, мәнсәпни көзлигән адәмләр пат-пат аччиқлинип, өз ара риқәбәтлишиду вә башқиларға көрәлмәслик қилиду. Ахирида болса, буниңдин көңли қалиду. Муқәддәс китапта бу «шамални қоғлаш» билән селиштурулған (Вәз 4:4).

13. а) Ишимизға қандақ көзқарашта болушимиз керәк? ә) Паулни немә һәқиқий бәхиткә ериштүрди?

13 Әлвәттә, пул тепиш үчүн әмгәк қилишимиз керәк вә өзүмизгә яқидиған ишни таллашниң һеч ямини йоқ. Амма ишимиз һаятимизда биринчи орунда болмаслиғи керәк. Әйса мундақ дегән: «Һечким икки ғоҗайинниң қули болалмайду, чүнки бирсини өч көрүп, йәнә бирсини яхши көриду, яки биригә садиқ болуп, йәнә бирсини көзигә илмайду. Силәр Худаниң һәм байлиқниң қули болалмайсиләр» (Мәтта 6:24). Йәһваға хизмәт қилиш вә башқиларға Муқәддәс китаптин тәлим бериш бизгә зор хошаллиқ әкелиду. Әлчи Паул буниңға өз һаятида көз йәткүзгән. У яш болғанда, көп пул беридиған мәнсәпкә интилгән еди. Кейин болса, Худа хәвири түпәйлидин өзи вәз қилған адәмләрниң һаяти өзгәргәнлигини көргәндә, һәқиқий бәхитни һис қилди (Салоникилиқларға 1-хәт 2:13, 19, 20ни оқуң). Һечқандақ мәнсәп Йәһваға хизмәт қилип, башқиларға униң тоғрилиқ тәлим бериштин келидиған бәхиткә тәң кәлмәйду!

Башқиларға Худа һәққидә тәлим бәргәндә, биз бәхитлик болимиз (12, 13-абзацларға қараң)

АДӘМЛӘР ДУНИЯДИКИ ҚИЙИНЧИЛИҚЛАРНИ ҺӘЛ ҚИЛАЛАМДУ?

14. Немишкә инсанийәт өз қийинчилиқлирини өзи һәл қилалайду дегән пикир көп адәмләргә яқиду?

14 «Инсанийәт өз қийинчилиқлирини өзи һәл қилалайду». Мундақ ой-пикир көп адәмләргә яқиду. Немишкә? Чүнки улар Худаниң рәһбәрлигисиз халиған нәрсимизни қилалаймиз дәп ойлайду. Бәлким, сиз бирсиниң уруш, җинайәт, ағриқ вә кәмбәғәлликтәк қийинчилиқлар барғансири аз дегән пикирни аңлиғансиз. Бир һесаватта: «Адәмләрниң әһвали яхширақ болғанлиғиниң сәвәви улар дунияни яхширақ қилишқа қарар қилғанлиғида»,— дәп йезилған. Бу һәқиқәтән шундақму? Инсанийәт растинла дуниядики қийинчилиқларни һәл қилиш йолини таптиму? Һазир бирнәччә испатларни қараштурайли.

15. Дуниядики әһвалниң начар екәнлигигә қандақ испатлар бар?

15 Адәмләр урушни тохтиталдиму? Биринчи вә Иккинчи дуниявий урушларда 60 миллиондин ошуқ адәм һаятидин айрилди. 2015-жилниң өзидә уруш яки тәқипниң кесиридин тәхминән 12,4 миллион адәм өйини ташлап қечишқа мәҗбур болди. Нәтиҗидә мундақ адәмләрниң умумий сани 65 миллионға йәтти. Җинайәтчу? Бирмунчә йәрләрдә җинайәтниң бәзи түрлири азайди. Бирақ айрим түрлири, мәсилән тордики җинайәт (киберҗинайәт), аилидики зораванлиқ, терроризм вә парихорлуқ барғансири көпәймәктә. Ағриқ һәққидә немә дейишкә болиду? Бәзи ағриқларниң даваси тепилғини раст. Амма 2013-жилниң бир һесаватиға бенаән, һәр жили 60 яшқа кирмигән 9 миллион адәм жүрәк кесили, меңә қан томури йерилиши (инсульт), зәһәрлик өсмә (рак), яки нәпәс йоллири билән бағлиқ кесәлләрдин вә диабеттин вапат болиду. Әнди кәмбәғәллик һәққидә сөзлишәйли. Дуниявий банкниң һесавити бойичә, пәқәт Африкиниң өзидики намратларниң сани 1990-жили 280 миллион болса, 2012-жили 330 миллионғичә өсти.

16. а) Немишкә пәқәт Худа Падишалиғи дуниядики һәммә қийинчилиқларни һәл қилалайду? ә) Йәшая пәйғәмбәр вә зәбур язғучиси Падишалиқ һәққидә немә дегән?

16 Мәзкүр испатлар бизни һәйран қалдурмайду. Бүгүнки таңда, ихтисадий вә сәясий тәшкилатларни шәхсийәтчи адәмләр башқуриду. Улар урушни, җинайәтни, ағриқ билән кәмбәғәлликни йоқ қилалмайду. Буни пәқәт Худа Падишалиғи қилалайду. Йәһва Худа инсанийәт үчүн немә қилидиғанлиғи һәққидә ойлиниң. Униң Падишалиғи урушқа әкелидиған сәвәпләрниң һәммисини, мәсилән, шәхсийәтчиликни, парихорлуқни, вәтәнпәрвәрликни, ялған динни вә Шәйтанниң өзиниму йоқ қилиду (Зәбур 46:8, 9). Худа Падишалиғи җинайәтни түп йилтизи билән жуливетиду. Бу Падишалиқ һәтта бүгүнму миллионлиған адәмләрни бир-бирини яхши көрүшкә вә ишинишкә үгитиду. Бу — башқа һечбир һөкүмәтниң қолидин кәлмәйдиған иш (Йәшая 11:9). Пат арида Йәһва ағриқни тамамән әскә елинмайдиған қилиду вә һәммә адәм мукәммәл саламәткә егә болиду (Йәшая 35:5, 6). У кәмбәғәлликниму йоқ қилип, һәммә адәмләр бәхитлик һаят кәчүриду вә Худа билән йеқин мунасивәткә егә болиду. Буниңға һечқандақ байлиқ тәң кәлмәйду! (Зәбур 72:12, 13).

«ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРИШНИ» БИЛИҢ

17. Бу дунияниң ой-пикирлирини қандақ рәт қилалаймиз?

17 Әгәр сиз һәқиқәткә зит қандақту бир кәң тарқалған пикирни аңлисиңиз, бу һәққидә Муқәддәс китапта немә йезилғанлиғини биливелиң. Роһий җәһәттин йетилгән қериндаш билән сөзлишиң. Адәмләрниң шу пикирни немә сәвәптин яқтуридиғанлиғи, униң немишкә натоғра екәнлиги вә уни қандақ рәт қилишқа болидиғанлиғи һәққидә мулаһизә қилиң. Паулниң сөзлиригә қулақ салсақ, өзүмизни бу дунияға хас ой-пикирләрдин қоғдалаймиз: «Җамаәтниң сирттикилири билән дана иш тутуңлар... Һәрқандақ адәмгә қандақ җавап беришни» билиңлар (Колосилиқларға 4:5, 6).

^ 9-абзац Муқәддәс китапниң бәзи тәрҗимилиридә учрайдиған Йоһан 7:53—8:11 айәтләр Язмиларниң түп нусхисида йоқ. Бәзи адәмләр бу үзүндини оқуп, натоғра хуласигә келиду. Уларниң ойичә, нека вападарлиғини бузған адәмни пәқәт гунаси йоқ адәм сотлалайду. Лекин Худа Исраилға мундақ қанунни бәргән: «Әгәр бир адәм ери бар хотун билән зина қилип, тутулуп қалса, зина қилишқан адәм вә хотун иккилиси өлтүрүлсун» (Қанун шәрһи 22:22).