Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Хошаллиқ билән нахша ейтайли!

Хошаллиқ билән нахша ейтайли!

«Худайимизни күйләңлар, чүнки мундақ қилиш шериндур» (ЗӘБУР 147:1).

НАХШИЛАР: 9, 138

1. Нахша ейтиш арқилиқ биз немә қилалаймиз?

БИР АТАҚЛИҚ шаир мундақ дегән: «Сөзләр ойландуриду, музыка сезимлиримизни ойғитиду. Нахша болса, жүрәккә тәсир қилип, ойниму, һис-туйғуниму қозғайду». Биз нахшиларда әрштики Атимиз Йәһвани мәдһийиләп, меһир-муһәббитимизни көрситимиз. Нахшилар арқилиқ биз униңға йеқинлишалаймиз. Ундақта, нахша ейтишниң, мәйли ялғуз яки қериндашлар билән биллә болсун, һәқиқий ибадәттики орни муһим екәнлиги чүшинишлик.

2, 3. а) Җамаәт учришишлирида нахша ейтишқа қандақ қарайсиз? ә) Мошу мақалидә қандақ соалларни қараштуримиз?

2 Җамаәт учришишлирида нахша ейтишқа қандақ қарайсиз? Хиҗаләт болуп, нахша ейтиштин тартинамсиз? Бәзи мәдәнийәтләрдә әр кишиләр көпчиликниң алдида нахша ейтиштин тартиниду. Нахша ейтилғанда ақсақаллар нахша ейтиштин тартинса яки башқа ишлар билән бәнт болса, бу җамаәтниң башқа әзалириға яман тәсир қилиши мүмкин (Зәбур 30:12).

3 Нахша ейтиш — Йәһваға болған ибадитимизниң бир қисми. Шуниң үчүн, нахша ейтиливатқан чағда биз сиртқа чиқишни яки учришишниң мошу бөлүмини өткүзүвелишни халимаймиз. Шуңа һәммимиз өзүмиздин: «Нахша ейтишқа қандақ қараймән? Башқиларниң алдида нахша ейтишқа тартинсам немә қилсам болиду? Нахшини чин жүрәктин ейтишни қандақ үгинәләймән?»— дәп сорисақ болиду.

НАХША ЕЙТИШ — ҺӘҚИҚИЙ ИБАДӘТНИҢ МУҺИМ ҚИСМИ

4, 5. Қедимий Исраилда нахша билән бағлиқ қандақ чариләр орунлаштурулған?

4 Тарих давамида Йәһва Худаниң хизмәтчилири уни нахшиларда мәдһийилиди. Қизиқарлиғи, исраиллиқлар Йәһваға садиқ болғанда, нахша ейтиш ибадәтниң муһим бир қисми болған. Мәсилән, Давут падиша ибадәтхана үчүн тәйярлиқ қилғанда, Йәһвани нахшида мәдһийиләш үчүн 4000 лавийни тайинлиди. Уларниң арисида 288 адәм «Худавәндигә шеир оқушни үгинип билгәнләр» болған (Тарихнамә 1-язма 23:5; 25:7).

5 Ибадәтханини беғишлаш мәрасимидиму музыка билән нахша муһим әһмийәткә егә болған. Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Канайчилар билән шеир оқуғучилар бир болуп, тәңшигән аваз билән Худавәндигә мәдһийә оқуп туруп, өз авазлирини көтирип, канай, җаңҗаң вә хилму-хил нәғмиләр челинип...Худаниң бәйти Худавәндиниң шан-шәрипидин толған еди». Бу вақиә исраиллиқларниң ишәнчини мустәһкәмлигәнлиги сөзсиз (Тарихнамә 2-язма 5:13, 14; 7:6).

6. Нәһәмия Йерусалимда һакимдар болғанда, нахша ейтиш вә саз челишни орунлаштуруш үчүн немә қилди?

6 Нәһәмия исраиллиқларни Йерусалимниң тамлирини әксигә кәлтүрүш ишиға уюштурғанда, нахша ейтиш вә саз челиш үчүн лавийларниму уюштурған. Әксигә кәлтүрүлгән тамларни беғишлиғанда, уларниң нахшилири бәхит үстигә бәхит қошти. Нәһәмия «мәдһийә оқуғучилардин икки чоң әтрәтни» тайинлиди. Нахша ейтқан бу икки топ там үсти билән икки тәрәпкә кетип, ибадәтханиға йеқин тамда учрашқан. Уларниң авази шунчә қаттиқ болғанки, һәтта жирақтикиләргиму аңланди (Нәһәмия 12:27, 28, 31, 38, 40, 43). Йәһва өз хизмәтчилириниң уни мәдһийиләш үчүн зор қизғинлиқ билән нахша ейтқанлириға хошал болғанлиғи шәк-шүбһисиз!

7. Әйса мәсиһийләр үчүн нахша ейтиш ибадәтниң муһим бир қисми болуш керәклигини қандақ көрсәткән?

7 Әйсаниң күнлиридиму саз-нахша һәқиқий ибадәтниң муһим бир қисми болған. Инсанийәт тарихидики әң муһим кәчтә немә болғанлиғи есиңиздиму? Һакимдаримизниң кәчки зияпитини өткүзгәндин кейин, Әйса шагиртлири билән биллә Йәһвани мәдһийиләп нахша ейтти (Мәтта 26:30ни оқуң).

8. Биринчи әсирдики мәсиһийләр Худани нахша билән мәдһийиләшкә тегишлик қандақ үлгә қалдурди?

8 Биринчи әсирдики мәсиһийләр Худани нахша билән мәдһийиләшкә тегишлик яхши үлгә қалдурди. Йәһваға ибадәт қилиш үчүн исраиллиқлар ибадәтханиға барған болса, мәсиһийләр өз өйлиридә учришатти. Бу өйләр ибадәтханиға охшаш һәшәмәтлик болмисиму, қериндашлар қизғинлиқ билән нахша ейтқан. Әлчи Паул қериндашларға: «Бир-бириңларға тәлим беришни һәм жүрәклириңларда Йәһваға саз челип, йеқимлиқ роһий нахшилар, Худани мәдһийиләйдиған сөзләр, зәбур-нәғмиләр билән җемиләшни давамлаштуруңлар»,— дәп язған (Колосилиқларға 3:16). Бизниң нахша китавимиздики нахшиларму миннәтдарлиқ сезими билән ейтилиши керәк. Бу нахшилар — «садиқ һәм әқил-парасәтлик қул» вақти-вақтида беридиған роһий озуқниң бир қисми (Мәтта 24:45).

УЯЛМАЙ НАХША ЕЙТИШҚА ҚАНДАҚ ҮГИНӘЛӘЙСИЗ?

9. а) Немишкә бәзиләр учришишлар яки конгрессларда хошаллиқ билән нахша ейтиштин тартиниши мүмкин? ә) Йәһваға мәдһийә нахшилирини қандақ ейтишимиз керәк вә буниңда ким үлгә көрситиши керәк? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

9 Нахша ейтишқа тартинишиңизниң сәвәви немә болуши мүмкин? Бәлким, аилиңиздә яки мәдәнийитиңиздә нахша ейтиш кәң тарқалмиғанду. Йә болмиса, радио яки телевизордин кәспий нахшичиларни аңлап жүргәндин кейин, өзүңизни улар билән селиштурғанда нахша ейтишқа уйилидиғансиз яки авазиңиз өзүңизгә яқмайдиғанду. Лекин һәммимизниң Йәһваға мәдһийә нахшилирини ейтиш җавапкарлиғимиз бар. Шуңа, нахша китавиңизни жуқури көтирип, бешиңизни тик тутуп, һаяҗанлинип нахша ейтиң! (Әзра 3:11; Зәбур 147:1ни оқуш). Ибадәт өйлириниң көплиридә нахшиларниң сөзлири экранда көрситилиду вә нахшини җараңлиқ аваз билән ейтиш асан. Бир қизиғи, Падишалиқ нахшилирини ейтиш ақсақалларға арналған Падишалиқ хизмәт мәктивиниң программисиғиму киргүзүлгән. Бу ақсақалларниң җамаәт учришишлирида нахша ейтишта рәһбәрликни қолиға елишниң муһимлиғини көрситиду.

10. Җараңлиқ аваз билән нахша ейтиштин қорқсақ, немини есимизда тутушимиз керәк?

10 Көп адәмләр авазим бәк қаттиқ чиқиду яки авазим йоқ дәп ойлап, нахшини җараңлиқ ейтиштин қорқуши мүмкин. Лекин мону һәққидә ойлинип көрүң: Биз һәммимиз сөзүмиз билән «пат-пат хаталишимиз», бирақ бу бизни сөзләштин тохтатмайду, шундақ әмәсму? (Яқуп 3:2). Ундақта, келиң, мукәммәлсиз авазимизниң Йәһваға мәдһийә нахшилирини ейтишқа тосқунлуқ болушиға йол қоймайли!

11, 12. Нахша ейтиш қабилийитимизни қандақ ашуралаймиз?

11 Бәлким, биз нахшини тоғра ейтишни билмигәнликтин, нахша ейтиштин қорқидиғандимиз. Шундақ болса, һазир нахша ейтиш қабилийитимизни ашурушниң бирнәччә аддий йолини қараштурайли * (Изаһәткә қараң).

12 Үнлүк вә қаттиқ аваз билән нахша ейтиш үчүн тоғра нәпәс елиш керәк. Электр қувити түпәйлидин лампочкилар ишлигинигә охшаш, нәпәс елиш сөзлигәндә яки нахша ейтқанда авазни күчәйтиду. Адәттә сөзлигәндә авазиңиз қандақ болса, нахшиниму шундақ қаттиқ аваз билән ейтиш лазим («Вәзлик мәктәп» (рус) китавиниң 181—184 бәтлиридики «Тоғра нәпәс елиш» намлиқ кичик мавзудики мәслиһәтләргә қараң). Муқәддәс китапниң бәзи җайлирида Йәһваниң хизмәтчилири уни мәдһийилигәндә, «тәнтәнә қилишқа» чақирилиду (Зәбур 33:1—3).

13. Нахшини ишәнчлик аваз билән ейтишқа немә ярдәм бериду?

13 Аиләвий яки шәхсий ибадәт вақтида мундақ қилип көрүң: нахша китавидин өзүңиз яхши көридиған нахшиларниң бирини таллап, сөзлирини қаттиқ вә ишәнчлик аваз билән оқуп көрүң. Кейин авазиңизни пәсәйтмәй, җүмлидики сөзләрниң һәммисини бир нәпәстә ейтиң. Әнди дәл шундақ қаттиқ аваз билән шу җүмлини нахша қилип ейтиң (Йәшая 24:14). Шу чағда нахша ейтқанда авазиңиз қаттиғирақ чиқидиған болиду вә шундақ болғини интайин яхши. Авазим бәк қаттиқ чиқип кәтти дәп қорқмаң яки хиҗаләт болмаң.

14. а) Ағзиңизни кәңирәк ечиш нахша ейтишиңизға қандақ ярдәм бериду? (« Нахша ейтиш қабилийитиңизни ашуруң» намлиқ рамкиға қараң.) ә) Авазға бағлиқ қийинчилиқларни йеңиш һәққидә қандақ мәслиһәтләр сиз үчүн пайдилиқ?

14 Авазиңиз қаттиғирақ чиқиши үчүн ағзиңизни кәң ечиш һаҗәт. Шуңа нахша ейтқанда, ағзиңизни адәттә сөзлигәндин кәңирәк ечиң. Лекин авазиңиз аҗиз яки бәк инчикә дәп ойлисиңиз, немә қилишқа болиду? Буниңға тегишлик бәзи яхши мәслиһәтләрни «Вәзлик мәктәп» (рус) китавиниң 184-бетидики «Бәзи қийинчилиқлар вә уларни һәл қилиш» намлиқ рамкидин тапалайсиз.

ЧИН ЖҮРӘКТИН НАХША ЕЙТИҢ

15. а) 2016-жили өткән жиллиқ учришишта қандақ уқтуруш ейтилған? ә) Нахша китавиниң қайтидин қарап чиқирилишиға немә сәвәп болған?

15 2016-жилниң жиллиқ учришишида Рәһбәрлик кеңәшниң әзаси Стивен Летт бурадәр «Йәһваға хурсәнлик билән нахша ейтайли!» дәп аталған йеңи китапниң чиқишини елан қилғанда қатнашқанларниң һәммиси бәк хошал болди. Летт бурадәр «Муқәддәс Язмилар. Йеңи дуния тәрҗимиси» йеңидин қарап чиқирилғандин кейин, нахша китавиниму йеңидин қарап чиқиш һаҗәт болғанлиғини чүшәндүрди. «Йеңи дуния тәрҗимисидә» болмиған ибариләр нахша китавидинму чиқириветилди яки өзгәртилди. Шуниң билән, вәз иши вә төләм һәққидики йеңи нахшиларму қошулди. Буниңдин ташқири, нахшилар ибадитимизниң муһим қисми болғанлиқтин, Рәһбәрлик кеңәш жуқури сүпәтлик нахша китавини чиқиришқа қарар қилди. Шуңа йеңи нахша китавиниң муқависи «Йеңи дуния тәрҗимисиниңкигә» охшаш қилип ясалған.

16, 17. Йеңи нахша китавиға қандақ өзгиришләр киргүзүлди?

16 Нахша китавини қоллиниш асанирақ болуши үчүн нахшилар мавзу бойичә рәтләнгән. Мәсилән, дәсләпки 12 нахша Йәһва һәққидә, келәрки 8 нахша Әйса билән төләм тоғрисида вә шу қатарлиқ. Китапниң бешида мавзуларниң толуқ тизими бар. Бу бәк қолайлиқ. Мәсилән, бурадәр аммивий нутуқ үчүн нахша таллиғанда, мошу тизимға қаралайду.

17 Нахша китавидики сөзләргә өзгиришләр киргүзүлгәнликтин, нахшиларниң мәнасини чүшиниш йенигирәк болди. Шуңа һәрбир адәм йеңи нахшиларни чин жүрәктин ейталайду. Нахша китавида қоллинилған бәзи конирап кәткән сөзләр вә ибариләр өзгәртилди. Сөзлири вә җүмлилири аддий болғанлиқтин, нахша ейтиш асанирақ болди. Шуниң билән, бәзи нахшилар қайтидин қараштурулуп, әнди җамаәт учришишлири билән вәз ишиға бағлиқ үнүмлүк мавзулар бар.

Аиләвий ибадәттә нахша ейтип мәшиқлиниң (18-абзацқа қараң)

18. Немишкә йеңи нахшиларни ейтип үгинишимиз керәк? (Изаһәткә қараң.)

18 «Йәһваға хурсәнлик билән нахша ейтайли!» китавидики нахшиларниң көпинчиси дуаларға охшайду. Бу нахшилар Йәһваға өз һис-туйғумизни йәткүзүшкә ярдәм бериду. Башқа нахшилар болса, бизни «меһир-муһәббәткә вә яхши ишларға» дәвәт қилиду (Ибранийларға 10:24). Биз йеңи нахшиларниң аһаңини, ритмини вә сөзлирини яхши биливелишни халаймиз. Буни қилишниң бир усули — қериндашлар орунлиған мошу нахшиларниң аудиоязмисини тиңшаш. Бу аудиоязмиларни jw.org торбетидин аңлисақ болиду. Нахшиларни өйдә ейтип мәшиқләнсиңиз, уларни ишәнчлик авазда һаяҗанлинип ейтишни үгинәләйсиз * (Изаһәткә қараң).

19. Җамаәттикиләрниң һәммиси Йәһваға қандақ ибадәт қилалайду?

19 Нахша ейтиш ибадитимизниң муһим қисми екәнлигини унтумайли. Нахша — Йәһвани яхши көргәнлигимизни вә биз үчүн қилған һәммә яхшилиғи үчүн миннәтдарлиғимизни билдүрүшниң яхши усули (Йәшая 12:5ни оқуң). Һаяҗанлинип нахша ейтсиңиз, башқиларниму шундақ қилишқа дәвәт қилисиз. Җамаәттики һәр адәм, яш, яшанған яки һәқиқәткә йеңидин кәлгән болсун, Йәһваға нахша ейтип, ибадәт қилалайду. Шуңа чин жүрәктин нахша ейтиштин тартинмаң. Зәбур язғучисиниң «Пәрвәрдигарға нахша күйләңлар!» дегән сөзлиригә мас һәрикәт қилайли. Келиңлар, Йәһваға хурсәнлик билән нахша ейтайли! (Зәбур 96:1).

^ 11-абзац Нахша ейтиш қабилийитини ашурушқа тегишлик көпирәк билиш үчүн, JW Broadcasting телевизиясидин «Дэйвид Сплэйн. Йеңи нахшиларни ейтишқа үгинәйли» (рус) намлиқ нутуқни қараң (НАША СТУДИЯ/РЕЧИ дегән топламдин издәң).

^ 18-абзац Һәр наһийилик яки регионлуқ конгрессниң әтигәнлик вә чүштин кейинки программиси он минутлуқ аһаң билән башлиниду. Мошу чирайлиқ нахшилар нахша ейтишқа болған хумарлиғимизни ашуруп, жүригимизни программиға тәйярлайду. Шу сәвәптин, һәммимиз өз орнумизға олтирип, нахша башланғанда, тиңшашқа тәйяр болушимиз керәк.