Йәһваға тайинип һаят кәчүрүң!
«Пүткүл қәлбиң билән Йәһваға ишинип, өз әқлиңгә зади таянма» (ПӘНД-НӘСИҺӘТЛӘР 3:5).
1. Немә үчүн һәммимиз тәсәллигә муһтаҗ?
ҺӘММИМИЗ тәсәллигә муһтаҗ. Бәлким, ғәм-әндишиләр түпәйлидин һаятимиздин көңлүмиз қалғанду. Ағриқниң вә қерилиқниң дәрдини тартқанда яки йеқинлиримиздин айрилғанда азаплинишимиз мүмкин. Башқилар болса адаләтсизлик билән учришиватқанду. Буниңдин ташқири, әтрапимиздики адәмләр барғансири зулум болуп кетиватиду. Растинла, бу «адәттин ташқири қийин вақитлар» бизниң «ахирқи күнләрдә» яшаватқанлиғимизни һәм йеңи дунияниң йеқинлишиватқанлиғини испатлайду (Тимотийға 2-хәт 3:1). Еһтимал, Йәһваниң вәдә қилған күнини узақ вақит күтүватимиз. Қийинчилиқлиримизму күндин-күнгә көпийиватиду. Ундақта, тәсәллини қәйәрдин тапалаймиз?
2, 3. а) Һабаккук һәққидә немиләрни билимиз? ә) Һабаккук китавидин немини биливалимиз?
2 Бу соалниң җававини Һабаккук китавидин тапалаймиз. Язмиларда Һабаккукниң һаяти тәпсилий тәсвирләнмисиму, униң китавида илһам беридиған көп нәсиһәтләр бар. Еһтимал, Һабаккук дегән исим «қизғинлиқ билән бағриға бесиш» дегән мәнани билдүриду. Бу Йәһваниң бизгә тәсәлли бериш үчүн бағриға басидиғанлиғини яки бизниң Уни мәһкәм тутидиғанлиғимизни билдүрүши мүмкин. Һабаккук Йәһва билән сөзлишип, бирнәччә соал сориған. Йәһва Худа бу сөһбәтниң бизгиму пайдилиқ болидиғанлиғини билип, уни Һабаккукқа яздурған (Һабаккук 2:2).
3 Муқәддәс Язмилардин Һабаккук һәққидә пәқәт мошу сөһбәттин билим алалаймиз. Шундақ болсиму, униң китави Муқәддәс Язмиларниң тәркивигә киргән. Худа Сөзидә «авал йезилғанларниң һәммиси Муқәддәс Язмилардин тәсәлли елиш һәм тәқабиллиғимиз түпәйлидин үмүтимиз болуши үчүн» йезилған (Римлиқларға 15:4). Һабаккук китавидин қандақ пайда алалаймиз? Униңдин биз Йәһваға ишәнч бағлаш немини билдүридиғанлиғини чүшинимиз. Шуниң билән, Һабаккук китавидики бәшарәт мәйли қандақ қийинчилиққа дуч келәйли, җан арамлиғини сақлалайдиғанлиғимизға ишәндүриду.
ЙӘҺВАҒА ДУА ҚИЛИҢ
4. Һабаккукниң җени немә сәвәптин азапланған?
4 Һабаккук 1:2, 3ни оқуң. Һабаккук пәйғәмбәр қийин вақитта яшиған. Шу чағда адәмләр наһайити рәзил вә зораван болған. Мәйли нәгә қарисиңизму, исраиллиқларниң һәммиси бир-биригә адаләтсиз вә рәһимсиз муамилә қилған. Шу сәвәптин Һабаккукниң җени қаттиқ азапланған. У: «Бу зулумлуқниң ахири қачан келәр? Йәһва немә үчүн буниңға йол бериватиду?»— дәп ойлиғанду. У өзини бәк аҗиз һис қилған. Шуңа у Йәһваға ялвуруп, һәрикәт қилишини сориған. Бәлким, Һабаккук «Йәһва Өз хәлқигә ғәмхорлуқ қилмайду» яки «һәрикәт қилмайду» дәп ойлиған. Сиздиму шундақ ойлар болғанму?
5. Һабаккук китавидин қандақ савақ алалаймиз? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
5 Һабаккук бу соалларни Йәһваға вә Униң вәдилиригә болған ишәнчи аҗизлашқанлиқтин сориғанму? Әлвәттә, яқ! Пәйғәмбәр гумандин хали болуш вә қийинчилиқлар билән күришиш үчүн Йәһвадин ярдәм сориған. Бу униң Йәһваға ишәнч бағлап, үмүт үзмигәнлигини көрситиду. Һабаккук бәзи нәрсиләрни чүшәнмигәнликтин, ғәм-қайғуға патқан. У Йәһваниң немә үчүн һәрикәт қилмайватқанлиғини вә қийинчилиқларға йол бериватқанлиғини чүшәнмигән. Йәһва Худа Һабаккукниң өз ғәм-әндишисини Язмиларға яздурғанлиғидин бир муһим савақ алимиз. Биз Йәһваға өз ғәм-әндишилиримиз яки гуманлиримизни ейтиштин қорқмаслиғимиз керәк. Әмәлийәттә, У бизни Униңға дуа қилип, ич-бағримизни төкүшкә чақириду (Зәбур 50:15; 62:8). Пәнд-нәсиһәтләр 3:5тә мундақ сөзләр бар: «Пүткүл қәлбиң билән Йәһваға ишинип, өз әқлиңгә зади таянма». Һабаккук бу сөзләргә қулақ салған.
6. Йәһваға дуа қилиш немә үчүн муһим?
6 Һабаккук өзиниң Дости вә Атиси болған Йәһваға ишәнгән вә Униң билән яхши мунасивәткә егә болушқа һәрикәт қилған. У ғәм қилип, вәзийәтни өз қолиға алмай, әксичә дуада өз һис-туйғулири вә ғәм-тәшвишлирини билдүргән. Бу биз үчүн яхши үлгә. Дуаларни Аңлиғучи Йәһва бизни дуада ич-бағримизни төкүп, Униңға тайинидиғанлиғимизни көрситишкә чақириду (Зәбур 65:2). Шундақ қилсақ, Йәһваниң дуалиримизға җавап беридиғанлиғини көримиз. У бизгә тәсәлли бәргәндә вә йетәклигәндә, бизни бағриға басқандәк һис қилимиз (Зәбур 73:23, 24). Биз мәйли қандақ синаққа дуч келәйли, Йәһва вәзийитимизгә болған көзқаришини чүшинишимизгә ярдәм бериду. Дуа қилиш — Йәһваға тайинидиғанлиғимизни көрситишниң әң яхши усулларниң биридур.
ЙӘҺВАНИ ТИҢШАҢ
7. Һабаккук ғәм-тәшвишлирини ейтқанда, Йәһва қандақ инкас қайтурған?
7 Һабаккук 1:5—7ни оқуң. Һабаккук һәммә ғәм-тәшвишлирини Йәһваға ейтқандин кейин, Йәһва қандақ һәрикәт қилар дәп ойлиғанду. Көйүмчан Атидәк Йәһва Һабаккукниң һис-туйғулирини чүшәнгән. У Һабаккукниң азап чекип, ярдәм сорап ялвурғанлиғини билгән. Шуңа Йәһва Һабаккукни әйиплимәй, бәлки садақәтмәнлигини сақлимиған йәһудийларни пат арида җазаға тартидиғанлиғини ейтқан. Йәһва өз хәлқини пат йеқинда җазалайдиғанлиғи һәққидә аңлиған биринчи адәм Һабаккук болған охшайду.
8. Йәһваниң җавави немә үчүн Һабаккукни һәйран қалдурған?
8 Йәһва Һабаккукқа Өзиниң һәрикәт қилишқа тәйяр екәнлигини чүшәндүргән. У зулум вә зораван Йәһуда хәлқини җазалимақчи болған. Йәһва бу «силәрниң дәвриңләрдә» йүз бериду дәп ейтиши билән бу Һабаккукниң яки униң замандашлириниң вақтида болидиғанлиғини көрсәткән. Йәһваниң мундақ җавави Һабаккукни һәйран қалдурған. Халдияликләр дәпму аталған бабилонлуқлар наһайити рәһимсиз хәлиқ болған. Улар Йәһваниң тәләплирини билимиз дәп ейтқан исраиллиқлардин техиму зораван вә рәһимсиз болған. Ундақта, Йәһва Өз хәлқини җазалаш үчүн немә сәвәптин ялған илаһларға сәҗдә қилидиған зораван хәлиқни қолланмақчи болған? Шундақ қилса, исраиллиқларниң дәрдигә дәрт қошулаттиғу! Әгәр сиз Һабаккукниң орнида болсиңиз, қандақ һис-туйғуда болаттиңиз?
9. Һабаккук Йәһваға йәнә қандақ соалларни қойған?
9 Һабаккук 1:12—14, 17ни оқуң. Һабаккук Йәһваниң вапасиз хәлиқни җазалаш үчүн бабилонлуқларни ишләтмәкчи болғанлиғини билсиму, бәзи тәпсилатлар униң үчүн техи ениқ болмиған. Бирақ у кәмтәр болуп, давамлиқ Йәһваға тайинишқа бәл бағлиған. Шуңа Һабаккук Йәһва униң үчүн дайим «Қорам таш» болидиғанлиғини ейтқан (Қанун шәрһи 32:4; Йәшая 26:4). Һабаккук Йәһваниң меһрибан вә көйүмчан екәнлигини билгәчкә, Униңдин йәнә башқа соалларни сорашқа қорқмиған. Мәсилән: «Йәһва немә үчүн Йәһудадики шараитниң начарлишип, хәлиқниң техиму көп азап чекишигә йол бәрмәктә? Худа немә үчүн дәрру һәрикәт қилмайду? Худа немә сәвәптин пәрва қилмай, зораванлиққа чидаватиду?» У Йәһваниң «муқәддәс Худа» вә Униң «көзлири шунчилик пакки, яманлиққа қарап туралмайдиғанлиғини» билгәнликтин, мундақ соалларни сориған.
10. Немә үчүн бәзидә өзүмизни Һабаккукқа охшаш һис қилишимиз мүмкин?
10 Бәзидә бизму өзүмизни Һабаккукқа охшаш һис қилишимиз мүмкин. Биз Йәһвани тиңшаймиз, Униңға тайинимиз вә Сөзини оқуп-үгинимиз. Шундақ қилип үмүткә еришимиз. Йәһваниң тәшкилатидин Униң вәдилири һәққидә көпирәк билимиз. Шундақ болсиму, биз: «Азап-оқубәтниң ахири келәмду?»— дәп ойлишимиз мүмкин. Һабаккукниң келәрки һәрикитидин қандақ савақ алидиғанлиғимизни көрәйли.
ЙӘҺВАНИ КҮТҮҢ
11. Һабаккук немә қилишқа бәл бағлиған?
11 Һабаккук 2:1ни оқуң. Һабаккук Йәһва билән сөзләшкәндин кейин, җан арамлиғиға егә болған. Шуңа у Йәһваниң һәрикәт қилидиған вақтини күтүшкә бәл бағлиған. Һабаккук буни: «Чүнки мән күлпәтлик күнидә... сәвир-хатирҗәмликтә турушум керәк»,— дегән сөзлири билән испатлиған (Һабаккук 3:16). Йәһваниң башқиму садиқ хизмәтчилири Униң һәрикәт қилишини сәвир-тақәт билән күткән. Уларниң үлгилири бизгә тәсәлли бериду, чүнки улар садақәтмән болуп қалған болса, шундақ қилиш бизниңму қолумиздин келиду (Мика 7:7; Яқуп 5:7, 8).
Биз Йәһваниң һәрикәт қилидиған вақтини сәвирчанлиқ билән күтүп, У өз вақтида қийинчилиқлардин азат қилидиғанлиғиға ишинишимиз керәк
12. Һабаккукниң қәтъий қараридин немини үгинәләймиз?
12 Һабаккукниң қәтъий қараридин немини үгинәләймиз? Биринчидин, қандақ қийинчилиқларға дуч кәлмәйли, Йәһваға дайим дуа қилишимиз керәк. Иккинчидин, Йәһваниң бизгә Муқәддәс китап вә тәшкилат арқилиқ бериватқан тәлимигә қулақ селишимиз лазим. Үчинчидин, Униң һәрикәт қилидиған вақтини сәвирчанлиқ билән күтүп, өз вақтида қийинчилиқлардин азат қилидиғанлиғиға ишинишимиз керәк. Һабаккуктин үлгә алсақ, биз җан арамлиғиға вә сәвир-тақәткә егә болумиз. Мәйли қандақ қийинчилиқларға дуч келәйли, үмүтимиз бизгә сәвирчан вә бәхитлик болушқа ярдәм бериду. Биз әрштики Атимизниң һәрикәт қилидиғанлиғиға қәтъий ишинимиз (Римлиқларға 12:12).
13. Йәһва Һабаккукқа қандақ қилип тәсәлли бәргән?
13 Һабаккук 2:3ни оқуң. Һабаккукниң күтүшкә бәл бағлиғанлиғини көрүп, Йәһва сөзсиз хошал болған еди. Һәммигә Қадир Худа Һабаккукниң азап чәккәнлигини көргән. Шуниң үчүн Худа пәйғәмбәрни һәммә соаллириға чоқум җавап беридиғанлиғиға ишәндүрүп, униңға тәсәлли бәргән. Пат арида Һабаккук һәммә ғәм-тәшвишлиридин азат болатти. Йәһва униңға худди меһрибан ата балисиға: «Сәвирчан бол вә Маңа таянғин. Узақ вақит өткәндәк туюлсиму, Мән сениң дуайиңға чоқум җавап беримән»,— дегәндәк болған. Йәһва вәдилирини әмәлгә ашуридиған вақитни алдин-ала бәлгүләп қойған еди. Шуңа У Һабаккукни давамлиқ күтүшкә дәвәт қилған. Шундақ қилғинида, пәйғәмбәр Йәһваниң мәслиһитигә қулақ салғанлиғиға пушайман қилматти.
14. Қийинчилиқларға дуч кәлгәндә немә қилишқа бәл бағлишимиз керәк?
14 Бизму Йәһваниң һәрикәт қилидиған вақтини күтүшимиз керәк. Шундақла Униң сөзлирини зәң қоюп тиңшишимиз лазим. Шу чағда қандақ қийинчилиқларға дуч кәлсәкму, биз җан арамлиғиға вә мәһкәм ишәнчкә егә болимиз. Әйса Мәсиһ бизгә намәлум вақит-саат һәққидә әнсирәшниң кериги йоқ дәп ейтқан (Әлчиләр 1:7). Йәһва һәрикәт қилишниң әң яхши вақтини Өзи билидиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Шуңа биз кәмтәр вә сәвирчан болуп, Худаға ишәнч бағлишимиз лазим. Һазир болса, Йәһвани күтүп вақтимизни даналиқ билән қоллинайли вә Йәһваға бар күчимиз билән хизмәт қилайли (Марк 13:35—37; Галатилиқларға 6:9).
ЙӘҺВА УНИҢҒА ТАЯНҒАН КИШИЛӘРГӘ МӘҢГҮ ҺАЯТ БЕРИДУ
15, 16. а) Һабаккук китавида Худаниң қандақ вәдилири йезилған? ә) Бу вәдиләрдин немини үгинимиз?
15 Йәһва һәққаний адәм өз етиқат-садиқлиғи билән һаят яшайду вә пүтүн йәр йүзи Пәрвәрдигарни билип-тонуш билән қаплиниду дәп вәдә қилған (Һабаккук 2:4, 14). Һә, Йәһва сәвир-тақәтлик болуп, Униңға ишәнч бағлайдиған кишиләргә мәңгү һаят беришкә вәдә қилиду.
16 Һабаккук 2:4тики вәдә шунчилик муһимки, әлчи Паул уни өз хәтлиридә үч қетим нәқил кәлтүргән! (Римлиқларға 1:17; Галатилиқларға 3:11; Ибранийларға 10:38). Биз қандақ қийинчилиққа дуч келишимиздин қәтъийнәзәр, Йәһваға таянсақ, Униң вәдилири әмәлгә ашқанлиғини өз көзүмиз билән көримиз. Йәһва бизниң алдимиздики үмүткә көз тикишимизни халайду.
17. Йәһва Униңға ишәнч бағлайдиған кишиләргә қандақ вәдә бериду?
17 Ахирқи күнләрдә яшаватқан һәммә адәмләр Һабаккук китавидин савақ алалайду. Йәһва Униңға ишәнч бағлайдиған һәрбир һәққаний кишигә мәңгү һаят беришкә вәдә қилиду. Шу сәвәптин қандақ қийинчилиқлар вә ғәм-қайғулиримиз болушидин қәтъийнәзәр, Худаға болған ишәнчимизни давамлиқ мустәһкәмләйли. Йәһваниң Һабаккукқа ейтқан сөзлири Униң бизниму қоғдап, қоллап-қувәтләйдиғанлиғиға ишәндүриду. Йәһва Өз Падишалиғини йәр йүзидә орнитидиған вақитни бәлгүләп қойған. У бизни Униңға тайинип, шу вақитни сәвир-тақәт билән күтүшкә чақириду. Шу чағда йәр шари Йәһваға ибадәт қилидиған бәхитлик вә течлиқпәрвәр адәмләргә толиду (Мәтта 5:5; Ибранийларға 10:36—39).
ЙӘҺВАҒА ХОШАЛЛИҚ БИЛӘН ИШӘНЧ БАҒЛАЙЛИ
18. Йәһваниң сөзлири Һабаккукқа қандақ тәсир қилған?
18 Һабаккук 3:16—19ни оқуң. Йәһваниң сөзлири Һабаккукқа қаттиқ тәсир қилған. Һабаккук Йәһваниң қедимда Өз хәлқи үчүн қилған әҗайип ишлири һәққидә мулаһизә қилғанда, униң етиқади мустәһкәмләнгән. У Йәһваниң пат арида һәрикәт қилидиғанлиғиға ишәнгән! Пәйғәмбәр йәнә бираз вақит азап чекидиғанлиғини билсиму, Йәһваға болған ишәнч униңға тәсәлли бәргән. Һабакукниң гумани тамамән йоқ болди. У Йәһваниң уни қутқузидиғанлиғиға толуқ ишәнгән. Һабаккукниң 18-айәттики сөзлири Муқәддәс китаптики алаһидә ишәнч билән ейтилған сөзләрниң бири дәп ейтишқа болиду. Бәзи тәтқиқатчиларниң ойичә, бу айәт удул мәнада «хошаллиғимдин сәкрәймән, Худайимдин шатлинип, уссул ойнаймән» дегәнни билдүриду. 16—19 айәтләрдә немә дегән әҗайип савақ бар-һә! Йәһва бизгә келәчигимиз һәққидә вәдиләрни берипла қоймай, шу вәдилирини йеқин арида әмәлгә ашуридиғанлиғиға ишәндүриду.
19. Һабаккукқа охшаш биз қандақ қилип Йәһвадин тәсәлли алалаймиз?
19 Һабаккук китавидин Йәһваға тайинишниң қанчилик муһим екәнлигини чүшәндуқ (Һабаккук 2:4). Йәһваға давамлиқ тайиниш үчүн Униң билән болған мунасивитимизни мустәһкәмлишимиз керәк. Буниң үчүн биз, биринчидин, Йәһваға дуада ич-бағримизни төкүшимиз керәк. Иккинчидин, Йәһваниң сөзлирини зәң қоюп тиңшап, Униң тәшкилати арқилиқ алидиған көрсәтмиләргә қулақ селишимиз лазим. Үчинчидин, Йәһваниң вәдилири әмәлгә ашидиған вақитни күтүп, садақәтмән вә сәвир-тақәтлик болушимиз муһим. Һабаккук пәйғәмбәр дәл шундақ һәрикәт қилған. У Йәһваға биринчи қетим сөзлигәндә җени азаплансиму, ахирида у тәсәлли елип, хошаллиққа еришти. Һабаккуктин үлгә алсақ, әрштики Атимиз Йәһва бизни бағриға бесип, илһамландуриду. Бу рәзил дунияда буниңға тәң келидиған тәсәлли йоқтур!