«Сениң һәқиқитиңдә жүримән»
«Йәһва, маңа йолуңни көрсәткинә, Сениң һәқиқитиңдә жүримән» (ЗӘБУР 86:11).
НАХШИЛАР: 26, 10
1—3. а) Муқәддәс китаптики һәқиқәткә қандақ қаришимиз керәк? Мисал кәлтүрүң. (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.) ә) Биз бу мақалидә немини муһакимә қилимиз?
БҮГҮНКИ КҮНДӘ адәмләр бир нәрсиләрни сетивалғандин кейин, уларни қайтуридиған әһвалларни көп учритимиз. Бәзи дөләтләрдә интернет арқилиқ сетивалған нәрсиләрни қайтуруветиш пат-пат учришиду. Сетивалған нәрсилири ойлиғинидәк чиқмиғанлиқтин яки бир камчилиғи болғанлиқтин адәмләр уни қайтуриветиши мүмкин. Шуниң үчүн, улар бу нәрсиләрни алмаштурушқа яки пулини қайтурувелишқа тиришиду.
2 Биз һәқиқәт билән һечқачан ундақ қилмаймиз. Муқәддәс китаптики һәқиқәтни «сетивалғандин» кейин, уни һечқачан «сетивәтмәслигимиз» яки ташлап кәтмәслигимиз керәк (Пәнд-нәсиһәтләр 23:23ни оқуң; Тимотийға 1-хәт 2:4). Авалқи мақалидә муһакимә қилғандәк, һәқиқәтни билиш үчүн көп вақтимизни бөлдуқ. Бәлким, мааши жуқури иштин баш тартқандимиз. Йеқинлиримиз билән болған мунасивәтни өзгәртишкә тоғра кәлгәнду. Йә болмиса көзқаришимиз вә иш-һәрикәтлиримизни өзгәрткәндимиз. Йәһва Худаға яқмайдиған урп-адәтләрдин ваз кәчтуқ. Бирақ һәқиқәтни билгәнлигимиз түпәйли алған бәрикәтләр биз баш тартқан һәрқандақ нәрсидин ешип чүшидиғанлиғиға ишәнчимиз камил.
3 Әйса есил мәрвайит издәп жүргән содигәр тоғрилиқ мисал кәлтүргән. Бу содигәр бәк қиммәт мәрвайитни тапқанда, уни сетивелиш үчүн өзидә бар нәрсиләрниң һәммисини сатиду. Мисалдики шу мәрвайит Худа Падишалиғидики һәқиқәтни билдүриду. Шундақ қилип, Әйса һәқиқәтни издәп тапқан адәм үчүн һәқиқәт қанчилик қиммәт болидиғанлиғини көрсәткән (Мәтта 13:45, 46). Шуниңға охшаш биз Худа Падишалиғи тоғрилиқ вә Муқәддәс китаптики башқа қиммәт һәқиқәтләрниң һәммисини биринчи қетим билгәндә, уларға еришиш үчүн өзүмиздә бар нәрсиләрдин баш тартишқа тәйяр болдуқ. Һәқиқәт биз үчүн қиммәт болса, биз уни һечқачан ташлап кәтмәймиз. Бирақ ечинарлиғи шуки, Худаниң бәзи хизмәтчилири вақит өтүп һәқиқәтни қәдирлимәй, һәтта ташлап кәткән. Биз һечқачан шундақ адәмләргә охшиғумиз кәлмәйду! Әксинчә, биз «һәқиқәттә меңишни давамлаштурғумиз» келиду (Йоһанниң 3-хети 2—4ни оқуң). Буниң үчүн һәқиқәтни биринчи орунға қойғанлиғимизни иш-һәрикәтлиримиз билән көрситишимиз керәк. Бирақ адәм һәқиқәтни немә үчүн вә қандақ сетиветиши мүмкин? Һәқиқәттин һечқачан баш тартмайдиғанлиғимизға қандақ көз йәткүзәләймиз? Һәқиқәттә жүрүш қараримизда қандақ чиң туралаймиз?
АДӘМ ҺӘҚИҚӘТНИ НЕМӘ ҮЧҮН ВӘ ҚАНДАҚ СЕТИВЕТИШИ МҮМКИН?
4. Әйсаниң күнлиридә бәзи шагиртлар немә үчүн һәқиқәттин баш тартқан?
4 Әйсаниң күнлиридә һәқиқәтни қобул қилған бәзи шагиртлар кейин һәқиқәттин баш тартқан. Мәсилән, бир күни Әйса мөҗүзә қилип адәмләрни озуқландурди. Улар Җәлилийә деңизиниң қирғиғидин башқа тәрәпкә өтүп Әйсаға әгишип маңди. Бирақ Әйса уларға: «Инсан Оғлиниң тенини йемисәңлар вә униң қенини ичмисәңлар, у чағда силәрдә һаятлиқ болмайду»,— дәп ейтқан. Бу сөзләрни аңлиған хәлиқ Әйсаниң немә ейтмақчи екәнлигини сорашниң орниға: «Қандақ болмиғур гәпләр! Ким буни тиңшалайду?»— дәп ейтқан. Нәтиҗидә, «шагиртлириниң нурғунлири бурунқи мәшғулатлириға қайтип, униң билән башқа маңмиди» (Йоһан 6:53—66).
5, 6. а) Бүгүнки күндә бәзилири немә үчүн һәқиқәт йолини ташлап кетиши мүмкин? ә) Қандақ қилип адәм һәқиқәттин аста-аста жирақлишип кетиши мүмкин?
5 Ечинарлиғи шуки, бирлири һәқиқәт йолини ташлап кетиду. Немә үчүн? Бәлким, улар Муқәддәс китаптики бир айәтниң йеңи чүшәнчисигә келишмигәнликтин яки мәсъулийәтлик бурадәрләрниң сөзи яки ишидин путликашаң болған. Башқилири болса, Муқәддәс китаптин бәргән нәсиһәтни яқтурмиған яки җамаәттики биригә қаттиқ рәнҗигән. Гайибирлири һәқиқәтин чәтнәп кәткәнләргә вә биз һәққидә ялған сөз тарқатқанларға ишинип кәткән. Бу — бәзибирлириниң өз ихтияри билән Йәһвадин вә җамаәттин «жирақлишип» кетишиниң пәқәт бирнәччә сәвәви (Ибранийларға 3:12—14). Буниң орниға, улар әлчи Петрусқа охшаш Әйсаға ишәнгән болса, тоғра болатти. Хәлиқ Әйсаниң сөзлиригә һәйран болғанда, у шагиртлиридин: «Мүмкин, силәрму мәндин кәтмәкчиму?»— дәп сориди. Бирақ Петрус Әйсаға: «Һакимдаримиз, биз кимгә баримиз? Мәңгүлүк һаят сөзлири сениңдиғу»,— дәп җавап бәргән (Йоһан 6:67—69).
6 Йәнә бирлири һәқиқәттин аста-аста жирақлишип кетиду. Бәлким, улар буни байқимайду. Һәқиқәттин аста-аста жирақлишип кетидиған адәмни, бара-бара қирғақтин жирақлишип кетидиған кемә билән селиштурушқа болиду. Һәқиқәттин «чәтнәп кәтмәслигимиз» үчүн Муқәддәс китап бизни пәхәс болушқа дәвәт қилиду (Ибранийларға 2:1). Адәттә һәқиқәттин жирақлишип кетиватқан адәм буни һәтта сәзмәй қелиши мүмкин. Бирақ у Йәһва билән болған мунасивитиниң аҗизлишишиға йол берип, уни йоқитип қоюши мүмкин. Қандақ қилип буниң алдини елишқа болиду?
ҺӘҚИҚӘТНИ СЕТИВӘТМӘСЛИК ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШ КЕРӘК?
7. Һәқиқәтни сетивәтмәсликкә немә ярдәм бериду?
Муқәддәс китап һәқиқәтлириниң қайсисини қобул қилишқа яки рәт қилишқа өзүмиз қарар қилалмаймиз
7 Һәқиқәт йолида давамлиқ жүрүш үчүн Йәһваниң ейтқан һәммә сөзлирини қобул қилип, уларға бойсунушимиз керәк. Һәқиқәт һаятимизда әң биринчи орунда туруши лазим вә һәрқандақ вәзийәттә Муқәддәс китап принциплириға мас һәрикәт қилишимиз керәк. Давут падиша Йәһваға: «Сениң һәқиқитиңдә жүримән»,— дәп дуа қилған (Зәбур 86:11). Давут һәқиқәт йолида жүрүшкә қәтъий бәл бағлиған, бизму шундақ қилишимиз лазим. Әгәр шундақ қилмисақ, һәқиқәт үчүн баш тартқан нәрсиләр һәққидә ойлап, һәтта уларни қайтурмақчи болушимиз мүмкин. Бирақ Муқәддәс китап һәқиқәтлириниң қайсисини қобул қилишни яки рәт қилишни өзүмиз қарар қилалмаймиз. Биз һәқиқәтни толуқ қобул қилишимиз лазим (Йоһан 16:13). Алдинқи мақалидә һәқиқәтни билип, униңға мас һаят кәчүрүш үчүн баш тартқан бәш нәрсини муһакимә қилдуқ. Һазир болса, ваз кәчкән нәрсиләргә қайтмаслиқ үчүн немә қилишимиз керәклигини көрүп чиқимиз (Мәтта 6:19).
8. Вақтимизни натоғра ишләтсәк, қандақларчә һәқиқәттин жирақлишип кетишимиз мүмкин? Мисал кәлтүрүң.
8 Вақит. Һәқиқәттин жирақлишип кәтмәслик үчүн вақтимизни даналиқ билән ишлитишимиз муһим. Пәхәс болмисақ оюн-тамашә, дәм елиш, қизиқишлиримиз, интернет вә телевизорға һәддидин ташқири вақит бөлүшимиз мүмкин. Әлвәттә, бу нәрсиләрниң һеч ямини йоқ. Бирақ бу ишлар Муқәддәс китапни үгинишкә һәм вәз қилишқа бөлгән вақтимизни оғрилиши мүмкин. Эмма исимлиқ қериндишимиз шуниңға охшаш вәзийәткә учриған a (Изаһәткә қараң.). У кичик чеғидин атларға амрақ еди вә мүмкинчилик болғандила, атқа минип жүрәтти. Лекин у буниңға һәддидин зиядә вақит бөлгәнлигини байқап, өзини әйиплик һис қилған. Шундақла у родеоға, йәни атларда маһарәт көрситиш оюниға қатнашқан Кори Уэллс исимлиқ қериндашниң үлгисидин үгәнгән b. Һазир Эмма көп вақтини Йәһваға хизмәт қилишқа беғишлайду. Шундақла у аилиси һәм достлири билән көпирәк вақит өткүзиду. Униң Йәһва билән болған мунасивити мустәһкәмлинип, вақтини даналиқ билән ишлитиду.
9. Мал-дунияни һаятимизда қандақларчә биринчи орунға қоюшимиз мүмкин?
9 Мал-дуния. Һәқиқәттә жүрүшни давамлаштуруш үчүн, биз мал-дунияни һаятимизда биринчи орунға қоймаслиғимиз керәк. Һәқиқәтни тонуғанда, биз Йәһваға хизмәт қилишниң мал-дуниядин қанчилик муһим екәнлигини чүшәндуқ. Һәқиқәт үчүн маддий җәһәттин қурбанлиқ қилишқа тәйяр болдуқ. Лекин вақит өтүп биз башқиларниң әң йеңи электронлуқ қурулмиларни яки башқа нәрсиләрни сетивелип хошал болғанлиғини көрүп, өзүмизни чәттә қалғандәк һис қилишимиз мүмкин. Шу чағда биз қолумизда бариға шүкүр қилмай, Йәһваға хизмәт қилишқа әмәс, мал-дунияға көпирәк көңүл бөлүшимиз мүмкин. Бу Димас билән болған вақиәни есимизгә салиду. У бу дунияниң ишлириға берилип кәткәнлиги шуки, һәтта әлчи Паул билән болған хизмитини ташлап кәткән (Тимотийға 2-хәт 4:10). Димас мал-дунияни Худаға хизмәт қилиштин көпирәк яхши көргән охшайду. Йә болмиса у әлчи Паул билән биллә хизмәт қилиш үчүн бурунқидәк қурбанлиқ қилишни халимиғанду. Биз буниңдин қандақ савақ алалаймиз? Бәлким, бурун биз мал-дунияни бәк яхши көргәндимиз. Пәхәс болмисақ, мал-дунияға дегән һәвисимиз күчийип, бизни һәқиқәткә болған меһир-муһәббитимиздин айриветиши мүмкин.
10. Биз кимләрниң тәсиригә қарши турушимиз керәк?
10 Башқилар билән болған мунасивәт. Һәқиқәттә жүрүш үчүн, биз Йәһваға хизмәт қилмайдиғанларниң бизгә тәсир қилишиға йол қоймаслиғимиз керәк. Һәқиқәтни билгәндә, бизниң Йәһва гувачиси әмәс достлиримиз вә туққанлиримиз билән болған мунасивитимиз өзгәргән. Бәлким, бәзилири көзқаришимизни һөрмәтлисә, башқилири қарши чиққан болуши мүмкин (Петрусниң 1-хети 4:4). Әлвәттә, биз аилә әзалиримиз билән тил тепишип, уларға меһрибан муамилә қилишқа тиришимиз. Амма уларниң көңлидин чиқиш үчүн, биз Йәһваниң өлчәмлиригә көз жуммаймиз. Шундақла Коринтлиқларға 1-хәт 15:33тә йезилғандәк, биз Йәһвани яхши көридиған кишиләр билән дост болушимиз лазим.
11. Биз напак ойлар билән яман ишлардин қандақ нери туралаймиз?
11 Напак ойлар билән яман ишлар. Давамлиқ һәқиқәттә меңиш үчүн, биз Йәһваниң көз алдида муқәддәс, йәни пак болушимиз муһим (Йәшая 35:8; Петрусниң 1-хети 1:14—16ни оқуң). Биз һәқиқәтни тонуп билгәндә, Муқәддәс китаптики өлчәмләргә мас болуш үчүн һаятимизда көп өзгиришләрни қилдуқ. Бәзилиримиз һәтта чоң өзгиришләрни қилған. Шундақ болсиму, биз әхлақий җәһәттин пак һаятимизни әхлақсиз һаятқа тегишмәслик үчүн пәхәс болушимиз керәк. Әхлақсизлиқ қилиш аздурушиға қарши турушимизға немә ярдәм бериши мүмкин? Йәһва бизниң пак болушимиз үчүн бизгә немә бәргәнлиги һәққидә ойлап көрүң. У бизгә сөйүмлүк Оғли Әйса Мәсиһниң һаятини төләм қурбанлиғи сүпитидә бәргән (Петрусниң 1-хети 1:18, 19). Йәһваниң көз алдида пак болуп қелиш үчүн биз һәрқачан Әйсаниң төләм қурбанлиғи қанчилик қиммәтбаһа екәнлигини әстә сақлишимиз лазим.
12, 13. а) Биз мәйрәмләргә немә үчүн Йәһваға охшаш қаришимиз керәк? ә) Һазир немини көрүп чиқимиз?
12 Худаға яқмайдиған урп-адәтләр вә қаидә-йосунлар. Аилә әзалиримиз, хизмәтдашлиримиз вә синипдашлиримиз мәйрәмләргә қатнишишимиз үчүн бизгә бесим қилиши мүмкин. Йәһваға яқмайдиған урп-адәтләр билән мәйрәмләргә қатнишиш бесимиға қарши турушимизға немә ярдәм берәләйду? Бу мәйрәмләр Йәһваға немә үчүн яқмайдиғанлиғини һәрдайим әстә тутушимиз керәк. Биз бу мәйрәмләрниң келип чиқишини есимизгә селиш үчүн, әдәбиятлиримизни тәтқиқ қилсақ болиду. Бу мәйрәмләргә немә сәвәптин қатнашмайдиғанлиғимиз һәққидә мулаһизә қилсақ, «Худаға яқидиған» йол билән меңиватқанлиғимизға көз йәткүзәләймиз (Әфәсликләргә 5:10). Йәһваға вә Униң Сөзигә ишәнсәк, адәмләрниң сөзидин қорқмаймиз (Пәнд-нәсиһәтләр 29:25).
13 Биз һәқиқәттә мәңгү жүрүшни халаймиз. Һәқиқәттә техиму чиң турушимизға немә ярдәм бериду? Келиңлар, буниң үч йолини көрүп чиқайли.
ҺӘҚИҚӘТТӘ ТЕХИМУ ЧИҢ ТУРУҢ
14. а) Муқәддәс китапни давамлиқ тәтқиқ қилиш һәқиқәттә техиму чиң турушқа қандақ ярдәм бериду? ә) Биз немә үчүн даналиқ, тәрбийә вә парасәткә муһтаҗ?
14 Биринчидин, Муқәддәс китапни давамлиқ тәтқиқ қилип, үгәнгәнлириңиз һәққидә чоңқур мулаһизә қилиң. Буниңға һәрдайим вақит бөлүң. Сиз Муқәддәс китапни қанчә пухта үгәнсиңиз, һәқиқәткә болған меһир-муһәббитиңиз шунчә мәһкәм болиду вә сиз һәқиқәттә техиму чиң турисиз. Пәнд-нәсиһәтләр 23:23 бизни һәқиқәтни, даналиқ, тәрбийә вә парасәтни сетивелишқа чақириду. Муқәддәс китаптики һәқиқәтни билипла қоюш йетәрлик әмәс. Биз уни әмәлийәттә қоллинишимиз лазим. Парасәткә егә болуш йеңидин үгәнгән нәрсиләрни бурун билгәнлиримиз билән бағлаштурушни билдүриду. Даналиқ бизни билимгә мас һәрикәт қилишқа дәвәт қилиду. Бәзидә һәқиқәт бизни тәрбийиләйду, башқичә ейтқанда, өзгәртишимиз керәк тәрәпләрни көрситиду. Биз мундақ тәрбийигә бирдин қулақ селишимиз керәк. Муқәддәс китапта мундақ тәрбийә күмүчтинму әвзәл екәнлиги ейтилған (Пәнд-нәсиһәтләр 8:10).
15. Һәқиқәт бизни қандақ қилип бәлбағқа охшаш қоғдайду?
15 Иккинчидин, һәр күни иш-һәрикәтлириңизни һәқиқәткә маслаштурушқа бәл бағлаң. Муқәддәс китапта һәқиқәт әскәрниң бәлбеғи билән селиштурулған (Әфәсликләргә 6:14). Қедимий заманларда әскәр бәлбеғини чиң бағлиған һаләттила, у әскәрни қоғдиған. Лекин бәлбеғини чиң бағлимиса, униң һеч пайдиси болматти. Һәқиқәт бизни қандақ қилип бәлбағқа охшаш қоғдайду? Муқәддәс китаптики һәқиқәтни һәр вақитта чиң тутсақ, бу бизни натоғра ой-пикирдин қоғдайду вә тоғра қарарларни чиқиришқа ярдәм бериду. Биз еғир қийинчилиққа дуч кәлгәндә яки яман бир нәрсини қилишқа аздурулғанда, Муқәддәс китаптики һәқиқәт бизни тоғра һәрикәт қилишқа дәвәт қилиду. Әскәр җәңгә һечқачан бәлбағсиз чиқматти, шуниңға охшаш, бизму һәқиқәтни һечқачан қалдурмаймиз. Һаятимизда һәр вақитта Муқәддәс китаптики һәқиқәткә мас яшаватқанлиғимизға көз йәткүзүшимиз керәк. Шундақла әскәр бәлбеғида қилични есип елип жүргән. Бизму шундақ қилалаймиз. Қандақларчә?
16. Һәқиқәт тоғрисида тәлим беришимиз һәқиқәттә чиң турушқа қандақ қилип ярдәм бериду?
16 Үчинчидин, башқиларни Муқәддәс китаптики һәқиқәтләргә үгитиш үчүн, мүмкинқәдәр көпирәк күч чиқириң. Муқәддәс китап қилич билән селиштурулиду. Әскәр қиличини чиң тутқандәк, бизму Худаниң Сөзидики принципларни чиң тутушимиз керәк (Әфәсликләргә 6:17). Биз «һәқиқәт сөзини дурус йәткүзидиған» болсақ, тәлим бериш маһаритимизни ашуралаймиз (Тимотийға 2-хәт 2:15). Башқиларға тәлим бәргәндә Муқәддәс китапни қоллансақ, һәқиқәтни яхширақ билип, уни көпирәк яхши көримиз. Шу чағда һәқиқәттә меңишни давамлаштурушқа бәл бағлаймиз.
Һәқиқәт — Йәһвадин кәлгән әҗайип соға
17. Сиз һәқиқәтни немә үчүн қәдирләйсиз?
17 Һәқиқәт — Йәһвадин кәлгән әҗайип соға. Һәқиқәт бизгә асмандики Атимизға йеқинлишишқа мүмкинчилик бериду. Бу егә болушимиз мүмкин һәммә нәрсидин баһалиқ. Йәһва Худа бизгә көп нәрсиләрни үгәтти, лекин бу башлиниши халас. У бизгә мәңгү тәлим беришни вәдә қилиду. Шуниң үчүн һәқиқәтни бебаһа мәрвайиттәк қәдирләң. «Һәқиқәтни сетивал, уни һәргиз сетивәтмә» дегән сөзләргә давамлиқ қулақ салайли. Шу чағда Давутқа охшаш бизму Йәһваға: «Сениң һәқиқитиңдә жүримән»,— дәп ейталаймиз (Зәбур 86:11).
a Исим өзгәртилгән.
b JW интернет телевизийәсидики (рус) СӨҺБӘТЛӘР ВӘ ВАҚИӘЛӘР > ҺӘҚИҚӘТ АДӘМНИҢ ҺАЯТИНИ ӨЗГӘРТИДУ дегән йәргә қараң.