Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

44-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Ахир заман кәлмәй туруп, достлуғимизни мустәһкәмләйли!

Ахир заман кәлмәй туруп, достлуғимизни мустәһкәмләйли!

«Һәқиқий дост һәрдайим саңа муһәббәт көрситәр» (ПӘНД Н. 17:17, КТ).

53-НАХША Инақлиқта хизмәт қилиш

БУ МАҚАЛИДӘ a

«Дәһшәтлик балаю апәт» вақтида йеқин достларға муһтаҗ болимиз (2-абзацқа қараң) c

1, 2. Петрусниң 1-хети 4:7, 8гә бенаән, қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, бизгә немә ярдәм берәләйду?

 «АХИРҚИ КҮНЛӘРНИҢ» ахирлишидиған вақти йетип келишигә наһайити аз вақит қалди, шуңа биз техиму еғир қийинчилиқларға дуч келиватимиз (Тим. 2-х. 3:1). Мәсилән, Африкидики бир дөләттә сайлам тәшвиқат паалийәтлиридин кейин нурғун тоқунушлар йүз бәргән. Шу районда қериндашлиримиз алтә айдин көпирәк вақит хәвп-хәтәр астида болған. Шундақ қийин вақитта уларға немә ярдәм бәргән? Бәзи қериндашлар бехәтәр районда яшиған етиқатдашларниң өйидә пана тапқан. Бир қериндаш мундақ дегән: «Шу еғир әһвалда, йенимдики достлиримни техиму көп қәдирләшкә башлидим. Биз бир-биримизгә яр-йөләк болдуқ».

2 «Дәһшәтлик балаю апәт» башланғанда, көйүмчан достлиримизниң қешимизда болғанлиғиға бәк хошал болимиз (Вәһ. 7:14). Шуңа, һазирниң өзидә қериндашлар билән достлуқни күчәйтишимиз интайин муһим (Петрусниң 1-хети 4:7, 8ни оқуң). Биз Йәрәмия пәйғәмбәрниң мисалидин көп нәрсиләрни үгинәләймиз. Йерусалим вәйран болушниң алдидики қийин вақитта җан достлири Йәрәмияниң аман қелишиға ярдәм бәргән b. Йәрәмиядин қандақ үлгә алалаймиз?

ЙӘРӘМИЯДИН ҮЛГӘ ЕЛИҢ

3. а) Йәрәмия өзини немә сәвәптин башқилардин чәткә тартиши мүмкин еди? ә) Йәрәмия садиқ кативи Баруққа немиләрни ейтип бәргән вә буниң нәтиҗиси қандақ болған?

3 Йәрәмия кам дегәндә 40 жил интайин рәзил адәмләрниң арисида яшиған. Уларниң арисида туғулған шәһири Анатоттин болған хошнилири вә бәзи уруқ-туққанлириму болуши мүмкин (Йәр. 11:21; 12:6). Амма у өзини чәткә тартмай, ич-бағрини садиқ кативи Баруққа төккән. Йәрәмияниң сөзлири Муқәддәс китапта йезилғачқа, бизму униң қандақ һис-туйғуда болғанлиғини билимиз (Йәр. 8:21; 9:1; 20:14—18; 45:1). Бәлким, Баруқ Йәрәмияниң һаятидики һәммә вақиәләрни йезип хатириләватқанда, уларниң арисидики мунасивәт техиму мустәһкәмлинип, бир-биригә болған иззәт-һөрмити ашқан (Йәр. 20:1, 2; 26:7—11).

4. Йәһва Йәрәмияға қандақ тапшуруқ бәргән вә бу Йәрәмия билән Баруқниң достлуғини қандақ мустәһкәмлигән?

4 Йәрәмия нурғун жиллар исраилларни Йерусалимниң вәйран қилиниши тоғрилиқ жүрәклик билән агаһландурған (Йәр. 25:3). Кейинирәк Йәһва Худа Өз хәлқини товва қилишқа дәвәт қилиш үчүн, Йәрәмияға Униң агаһландурушлирини орам язмиға йезип қоюшни буйриған еди (Йәр. 36:1—4). Йәрәмия билән Баруқ бирнәччә ай биллә Йәһваниң тапшуриғини орунлиғач, етиқатни мустәһкәмләйдиған сөһбәтләрдә болғанлиғи шәк-шүбһисиздур.

5. Баруқ өзиниң яхши дост екәнлигини қандақ көрсәткән?

5 Улар орам язмини йезип болғандин кейин, Йәрәмия адәмләргә шу хәвәрни йәткүзүшни дости Баруққа тапшурған (Йәр. 36:5, 6). Баруқ бу хәтәрлик тапшуруқни батурлуқ билән орунлиған. Бәлким, Баруқ ибадәтханиниң һойлисиға берип, адәмләргә орам язмидики хәвәрни ейтқанда, Йәрәмия достидин бәк пәхирләнгән (Йәр. 36:8—10). Йәһуда шаһзадилири Баруқниң қилған ишлири тоғрилиқ аңлиғанда, орам язмини уларға үнлүк оқуп беришни буйриған (Йәр. 36:14, 15). Улар Йәрәмияниң ейтқанлирини Йәһоаким падишаға йәткүзүшни қарар қилған. Лекин буниңдин авал улар Баруқни агаһландуруп униңға: «Барғин, сән вә Йәрәмия мөкүвелиңлар. Қәйәрдә болсаңлар һечкимгә билдүрмәңлар»,— дәп ейтқан (Йәр. 36:16—19, КТ). Бу бәк дана мәслиһәт болған еди!

6. Йәрәмия билән Баруқ қаршилиққа дуч кәлгәндә, немә қилған?

6 Йәһоаким падиша Йәрәмия язған сөзләрни аңлиғанда, қаттиқ ғәзәплинип, орам язмини көйдүрүвәткән вә Йәрәмия билән Баруқни тутушқа буйруқ чүшәргән. Амма Йәрәмия қорқмиған еди. У йәнә бир орам язмини елип уни Баруққа бәргән вә униңға Йәһва Худаниң сөзлирини яздурған. Баруқ қайтидин «Йәһуда падишаси Йәһоаким отта көйдүрүвәткән орам язмида хатириләнгән һәммә сөзләрни язди» (Йәр. 36:26—28, 32, КТ).

7. Йәрәмия билән Баруқ хизмәтдаш болғанлиғиниң нәтиҗиси қандақ болған?

7 Иссиқ-соғни бешидин биллә өткүзгән адәмләр үзүлмәс достлуқ риштисини мустәһкәмләйду. Еһтимал, Йәрәмия билән Баруқ биллә Йәһоаким падиша көйдүрүвәткән орам язминиң орниға башқисини язғанда, бир-бирини йеқинирақ тонуп, достлуқ мунасивити техиму күчәйгән. Биз Худаниң бу икки садиқ хизмәтчисидин қандақ үлгә алалаймиз? Келиңлар, көрүп бақайли.

ДОСТЛИРИҢИЗ БИЛӘН МУҢДИШИҢ

8. Һәқиқий достларни тепишқа немә тосалғу болуши мүмкин вә немә үчүн давамлиқ күч чиқиришимиз керәк?

8 Өтмүштә бизни бирси хапа қилған яки көңлүмизни рәнҗиткән болса, башқилар билән очуқ сөзлишиштин тартинишимиз мүмкин (Пәнд н. 18:19, 24). Болмиса, биз бирси билән йеқин дост болуш үчүн вақит вә күч чиқиралмайдиғандәк һис-туйғуда болидиғандимиз. Лекин йеқин достлуқ орнитиш мүмкин әмәс дәп ойлимайли! Қериндашларниң синақ вақтида бизгә яр-йөләк болушини халисақ, һазир улар билән қоюқ достлуқ мунасивәтни риваҗландурушимиз керәк. Буни қилишниң бир йоли — уларға ишинип, ой-пикирлиримиз вә һис-туйғулиримизни очуқ ейтишни үгиниш (Пет. 1-х. 1:22).

9. а) Әйса достлириға ишинидиғанлиғини қандақ көрсәткән? ә) Башқилар билән очуқ параңлишиш достлуғимизни қандақ мустәһкәмлиши мүмкин? Мисал кәлтүрүң.

9 Әйса достлири билән очуқ параңлишиш арқилиқ уларға ишинидиғанлиғини көрсәткән (Йоһ. 15:15). Биз достлиримиз билән хошаллиқлиримиз вә ғәм-қайғулиримизни бөлүшсәк, Әйсадин үлгә алимиз. Бирси сизгә қәлб сөзлирини ейтқанда, уни зәң қоюп тиңшаң. Бәлким, шу чағда ой-пикир, һис-туйғу вә мәхсәтлириңиз охшаш екәнлигини байқайдиғансиз. 20 яшлиқ Синдиниң мисалини көрүп чиқайли. У 60 яшқа киргән Мари-Луиз исимлиқ пионер билән достлашқан. Синди билән Мари-Луиз һәр пәйшәнбә күни әтигәндә биллә вәз қилип, һәр түрлүк мавзуларда параңлишиду. Синди мундақ дәйду: «Достлирим билән муһим нәрсиләр тоғрилиқ сөзлишишни яхши көримән, чүнки бу маңа уларни яхширақ чүшинишкә ярдәм бериду». Қериндашлар билән очуқ параңлашқанда, достлуқ риштимиз техиму мустәһкәмлиниду. Әгәр биз Синдиға охшаш, башқилар билән сөзлишиш үчүн биринчи болуп қәдәм ташлисақ, мунасивитимиз техиму күчийиду (Пәнд н. 27:9).

БИЛЛӘ ВӘЗ ҚИЛИҢ

Һәқиқий достлар биллә вәз қилиду (10-абзацқа қараң)

10. Пәнд-нәсиһәтләр 27:17гә асасән, етиқатдашлар билән вәз қилишниң нәтиҗиси қандақ болуши мүмкин?

10 Йәрәмия билән Баруқниң мисалидин көргинимиздәк, етиқатдашлар билән хизмәтдаш болғанда, уларниң есил пәзиләтлирини көримиз, улардин үлгә алимиз вә мунасивитимиз техиму қоюқлишиду (Пәнд-нәсиһәтләр 27:17ни оқуң). Мәсилән, вәз хизмитидә қериндишиңизниң өз етиқади, Йәһва Худа вә Униң ирадиси тоғрилиқ җасарәт һәм ишәнчлик сөзлигәнлигини аңлиғанда, қандақ һис-туйғуда болисиз? Бәлким, сиз шу қериндашни техиму яхши көрүп кетисиз.

11, 12. Биллә вәз қилиш достлуқ мунасивәтни техиму күчәйтәләйдиғанлиғини көрситидиған мисални кәлтүрүң.

11 Вәз ишида хизмәтдаш болғанлар бир-бирини техиму яхши көрүп кетиду. Буниң икки мисалини көрүп чиқайли. 23 яшлиқ Аделина дости Кендисни аз вәз қилинидиған территориядә вәз қилишқа чақирған. Аделина мундақ дәйду: «Биз техиму қизғин вәз қилишни һәм вәз қилиштин көпирәк хошаллиқ тепишни халаттуқ. Һәр иккимиз Йәһваға бар күчимиз билән давамлиқ хизмәт қилиш үчүн илһамға муһтаҗ едуқ». Биллә вәз қилиш бу қериндашларға қандақ пайда елип кәлгән? Аделина мундақ дәйду: «Һәр күни кәчтә һис-туйғулиримиз, адәмләр билән сөзлишиштин қандақ илһам алғанлиғимиз һәм хизмәттә Йәһва қандақ ярдәм бәргәнлигини ейтип берәттуқ. Шундақ муңдишишни биз бәк яхши көрәттуқ вә бу бир-биримизни яхширақ билишкә ярдәм бәрди».

12 Турмушқа чиқмиған Лайла вә Марианна исимлиқ икки франциялик қериндаш Мәркизий Африка Җумһурийитиниң пәйтәхти, Банги шәһиридә, бәш һәптә вәз қилған. Лайла әсләп мундақ дәйду: «Марианна иккимиз көп қийинчилиқларға дуч кәлсәкму, очуқ параңлишиш вә чин жүрәктин муһәббәт көрситиш арқилиқ достлуғимиз күчәйди. Мән Марианнаниң йеңи шараитқа үгинишкә тәйяр болғанлиғи, йәрлик адәмләрни бәк яхши көргәнлиги вә шунчә қизғин вәз қилғанлиғини көргәндә, уни техиму һөрмәтләйдиған болдум». Амма шундақ достларни тепиш үчүн чоқум башқа дөләткә көчүшниң һаҗити йоқ. Өз җамаитиңиздики қериндашлар билән вәз қилғанда, уларни йеқинирақ тонушқа вә улар билән достлишишқа мүмкинчилигиңиз бар.

ЯХШИ ПӘЗИЛӘТЛӘРГӘ ДИҚҚӘТ ҚИЛИҢ ВӘ КӘЧҮРҮМЧАН БОЛУҢ

13. Достлиримиз билән йеқин һәмкарлашқанда немини байқишимиз мүмкин?

13 Бәзидә достлиримиз билән йеқин һәмкарлашқанда, уларниң пәқәт яхшила әмәс, яман тәрәплириниму байқаймиз. Шу чағда немә қилсақ болиду? Йәрәмияниң мисалиға йәнә бир қетим диққәт ағдурайли. Йәрәмияға достлириниң яхши пәзиләтлирини көрүшкә вә хаталиқлирини кәчүрүшкә немә ярдәм бәргән?

14. Йәрәмия Йәһва Худадин немини үгәнгән вә бу униңға қандақ ярдәм бәргән?

14 Йәрәмия өз исми билән аталған китапни язған вә шундақла Падишаларниң 1, 2-язмилириниму язған болуши мүмкин. Бу тапшуруқни орунлап, Йәрәмия Йәһва Худаниң намукәммәл инсанларға болған меһир-шәпқитини талай қетим көргәнлиги шәк-шүбһисиздур. Мәсилән, Ахаб падиша яман ишлириға товва қилғанда, Йәһва Худа униң аилисини у һаят вақтида йоқ қилмаслиққа вәдә қилғанлиғини билгән (Пад. 1-яз. 21:27—29). Униңдин ташқири, Манассә падишаниң Ахабниңкидинму еғир гуна қилғанлиғини, бирақ Манассә чин жүрәктин товва қилғанлиқтин, Йәһва Худа уни кәчүргәнлигини билгән. Шундақла Йәрәмия Ахабқа қариғанда Манассә падишаниң Йәһва Худаға қарши техиму еғир гуналарни қилғанлиғини билгән. Шундақ болсиму, Манассә чин жүрәктин товва қилғанда Йәһва Худа уни кәчүргән (Пад. 2-яз. 21:16, 17; Тар. 2-яз. 33:10—13). Йәрәмия Йәһва Худадин сәвир-тақәт вә рәһим-шәпқәтлик болушни үгинип, шу пәзиләтләрни йеқин достлириға көрсәткән (Зәб. 103:8, 9).

15. Йәрәмия Йәһвадин үлгә елип, Баруққа қандақ рәһим-шәпқәт көрсәткән?

15 Баруқ һаятида биринчи орунға Йәһваға хизмәт қилишни әмәс, башқа нәрсини қойғанда, Йәрәмияниң униңға қандақ ярдәм бәргәнлигини көрәйли. Йәрәмия Баруқтин үмүт үзмәй, униңға Йәһва Худаниң хәвирини меһрибанлиқ билән, лекин үзигә ейтқан (Йәр. 45:1—5). Буниңдин қандақ савақ алалаймиз?

Һәқиқий достлар бир-бирини кәчүриду (16-абзацқа қараң)

16. Пәнд-нәсиһәтләр 17:9гә асасән, достлуқ риштимизни мустәһкәм сақлап қелиш үчүн немә қилиш керәк?

16 Һәқиқәтән, биз етиқатдашлиримиздин мукәммәлликни тәләп қилалмаймиз. Шуңа, бирси билән достлашқандин кейинму, достлуғимизни сақлаш үчүн күч чиқиришимиз муһим. Достумиз хаталиқ өткүзүп қойса, униңға Муқәддәс китапқа асасланған нәсиһәтни меһрибанлиқ билән, бирақ удул беришкә тоғра келиду (Зәб. 141:5). Достумиз бизни рәнҗитип қойған болса, биз уни кәчүрүшимиз лазим. Андин кона хаманни соримаймиз вә бу тоғрилиқ башқиларға ейтмаймиз (Пәнд-нәсиһәтләр 17:9ни оқуң). Бүгүнки алаһидә еғир күнләрдә қериндашларниң яман тәрәплиригә әмәс, әксинчә яхши тәрәплиригә диққәт ағдуруш интайин муһим! Шундақ қилсақ, улар билән болған достлуқ риштимиз мустәһкәм болиду. Достлуғимизни һазирниң өзидә мустәһкәмләш интайин муһим, чүнки дәһшәтлик балаю апәт вақтида биз йеқин достларға муһтаҗ болимиз.

ЧИН МЕҺИР-МУҺӘББӘТ КӨРСИТИҢ

17. Йәрәмия садиқ дост екәнлигини қандақ көрсәткән?

17 Йәрәмия башқиларниң бешиға еғир күн чүшкәндә, өзиниң садиқ дост екәнлигини дәлиллигән. Мәсилән, падишаниң ордисидики әмәлдар Әбәд-Мәләк Йәрәмияни патқаққа толған қудуқтин чиқиривелип, өлүмдин сақлап қалған. Әбәд-Мәләк әмирләр маңа зиян кәлтүрәрмикин дәп қорққан. Йәрәмия бу тоғрилиқ аңлиғанда, достум өзи бир амалини тапиду дәп, җим олтармиған еди. Йәрәмия қамақта олтарсиму, қолидин кәлгән һәммини қилип, дости Әбәд-Мәләккә Йәһваниң тәсәлли беридиған хәвирини йәткүзгән (Йәр. 38:7—13; 39:15—18).

Һәқиқий достлар қийин вақитларда ярдәм беришкә тәйяәр (18-абзацқа қараң)

18. Пәнд-нәсиһәтләр 17:17гә асасән, достумизниң бешиға күн чүшкәндә немә қилишимиз муһим?

18 Бүгүнки күндә етиқатдашлиримиз нурғун қийинчилиқларға дуч келиватиду. Мәсилән, көплигән қериндашлар тәбиий апәтләр яки адәмләр пәйда қиливатқан апәтләрдин азап чекиватиду. Улар шундақ мүшкүл әһвалға чүшкәндә, бәзи қериндашлар өз өйлиригә чақиралайду. Йәнә башқа қериндашлар болса, уларға маддий ярдәм бериши мүмкин. Бирақ Йәһва Худадин қериндашлиримизға ярдәм беришини һәммимиз соралаймиз. Қериндишимиз чүшкүнлүккә чүшкәндә, сөз тапалмай униңға немә ейтишни яки қандақ ярдәм беришни билмәй қелишимиз мүмкин. Лекин шундақ вәзийәттә һәрбиримиз ярдәм қолумизни суналаймиз. Мәсилән, униңға вақтимизни бөләләймиз. У сөзлигәндә, зәң қоюп тиңшалаймиз. Шундақла униңға Язмилардин өзүмиз яхши көридиған айәтни оқуп, тәсәлли берәләймиз (Йәшая 50:4). Достлиримиз еғир әһвалда болғанда, әң муһими уларниң йенида болуштур (Пәнд-нәсиһәтләр 17:17ни оқуң).

19. Қериндашлар билән һазир дост болуш келәчәктә бизгә қандақ ярдәм бериду?

19 Келиңлар, қериндашлар билән өз ара достлуқни мустәһкәмләшкә бәл бағлайли. Сәвәви келәчәктә дүшмәнлиримиз ялған гәпләрни тарқитип, инақлиғимизни бузушқа тиришиду. Гуман достни досттин айрар дегәндәк, дүшмәнләр аримизда өз ара гуман пәйда қилишқа тиришиду. Лекин улар көзлигән мәхситигә йетәлмәйду. Аримиздики меһир-муһәббәт риштисини үзүш уларниң қолидин һәргиз кәлмәйду. Улар немә қилмисун, мунасивитимизгә зиян йәткүзәлмәйду. Қериндашлар билән болған достлуғимиз пәқәт заман ахириғичә әмәс, мәңгү давамлашқай!

16-НАХША Жүгрәңлар Худаниң Шаһлиғиға!

a Бу дунияниң ахири йеқинлишиватқансири, һәммимиз етиқатдашлар билән болған достлуқ риштимизни мустәһкәмлишимиз керәк. Келиңлар, Йәрәмиядин қандақ үлгә елишқа болидиғанлиғини вә қериндашлар билән һазирниң өзидә достлуқни мустәһкәмләш бешимизға күн чүшкәндә бизгә қандақ ярдәм беридиғанлиғини муһакимә қилайли.

b Йәрәмия китавида тәсвирләнгән вақиәләр жил тәртиви бойичә йезилмиған.

c СҮРӘТЛӘРДӘ: Бу сүрәттә «дәһшәтлик балаю апәт» вақтида йүз бериши мүмкин вақиәләр көрситилгән. Бир топ қериндашлар өгүздә җәм болди. Улар шу қийин пәйтләрдә, бир-биригә тәсәлли берип өз ара, яр-йөләк болмақта. Келәрки үч сүрәтләрдә шу қериндашлар «дәһшәтлик балаю апәт» башлиништин бурун, достлуқ риштисини мустәһкәмлигән.