46-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
«Етиқатниң йоған қалқинини» яхши һаләттә сақлаватамсиз?
«Етиқатниң йоған қалқинини елиңлар» (ӘФӘС. 6:16).
54-НАХША Етиқатта чиң турайли
БУ МАҚАЛИДӘ a
1, 2. а) Әфәсликләргә 6:16гә асасланғанда, биз немә үчүн«етиқатниң йоған қалқиниға» муһтаҗ? ә) Қандақ соалларни көрүп чиқимиз?
СИЗДӘ «етиқатниң йоған қалқини» барму? (Әфәсликләргә 6:16ни оқуң). Буниңға гуман йоқ. Йоған қалқан бәдәнниң йеримини дегидәк қоғдиғанлиғиға охшаш, етиқадиңиз сизни рәзил дуниядики әхлақсизлиқ, зораванлиқ вә Худаниң өлчәмлиригә зит башқа нәрсиләрдин қоғдайду.
2 Амма биз ахир заманда яшаватқачқа, етиқадимиз давамлиқ синилиду (Тим. 2-х. 3:1). Етиқадиңизниң күчлүк яки аҗиз екәнлигини қандақ тәкшүрәләйсиз? Етиқат қалқиниңиз күчлүк болуши үчүн немә қилалайсиз? Бу соалларға бирликтә җавап тапайли.
ҚАЛҚИНИҢИЗНИ ПУХТА ТӘКШҮРҮҢ
3. Әскәрләр қалқанлирини қандақ сақлиған вә немә үчүн?
3 Қедимда әскәрләрниң қалқини адәттә терә билән қапланған еди. Әскәрләр қалқинидики терини асраш үчүн вә төмүр билән қапланған қисмини дат бесип кәтмәслиги үчүн қалқинини майлап туратти. Әгәр бир әскәр қалқининиң бузулған җайлирини байқиса, дәрһал уни оңшап кейинки җәңгә тәйяр болатти. Бу мисал етиқадимизни мустәһкәмләшкә қандақ ярдәм бериду?
4. Биз немә үчүн етиқадимизни тәкшүрүп турушимиз керәк вә бу немә үчүн муһим?
4 Қедимда әскәрләр җәңгә һәрқачан тәйяр болуш үчүн, қалқинини дайим тәкшүрүп турғандәк, бизму етиқадимизни дайим тәкшүрүп турушимиз керәк. Худаниң хизмәтчилири болған биз роһий җәңгә қатнишип, вәһший роһларға қарши җәң қиливатимиз (Әфәс. 6:10—12). Һечким қалқинимизни яки етиқадимизни биз үчүн сақлап қалалмайду. Ундақта, синақ вақтида етиқадиңизниң мәһкәм болуши үчүн немә қилалайсиз? Биринчидин, Худаға дуа қилип ярдәм сораң. Кейин өзүңизни тәкшүрүш үчүн вә Худаниң сизгә қандақ қарайдиғанлиғини чүшиниш үчүн Худаниң Сөзини оқуң (Ибр. 4:12). Муқәддәс китапта: «Пүткүл қәлбиң билән Йәһваға ишинип, өз әқлиңгә зади таянма»,— дәп йезилған (Пәнд н. 3:5, 6). Бу сөзләрни әстә тутуп, йеқинда чиқарған қарарлириңиз тоғрилиқ ойлап көрүң. Мәсилән, пул тәрәптин қисилған вақтиңиз болғанму? Шу чағда Йәһва Худаниң Ибранийларға 13:5тики «Сени һәргиз қалдурмаймән һәм сени һечқачан ташлимаймән» дегән вәдиси есиңизгә кәлдиму? Бу вәдә сизни Йәһва чоқум ярдәм беридиғанлиғиға ишәндүрдиму? «Һә» дәп җавап бәрсиңиз, етиқат қалқиниңиз яхши һаләттә сақлиниватқанлиғи ениқ.
5. Етиқадиңизни тәкшүргәндә немини чүшинишиңиз мүмкин?
5 Етиқадиңизни әстаидил тәкшүрүп көргән чағда, сиз һәйран болуп қелишиңиз мүмкин. Бәлким, өзүңиз билмигән аҗизлиқилириңиз ашкарә болиду. Мәсилән, орунсиз ғәм-әндишиләр, ялғанлар вә үмүтсизлиниш етиқадиңизни аҗизлаштурғанлиғини чүшинишиңиз мүмкин. Шундақ болса, етиқадиңизни техиму көп зиянға учримаслиғи үчүн уни қандақ қоғдисиңиз болиду?
ЕТИҚАТНИ АҖИЗЛАШТУРИДИҒАН НӘРСИЛӘРДИН ӨЗҮҢИЗНИ ҚОҒДАҢ
6. Қайси вәзийәтләрдә әнсиришимиз орунлуқ?
6 Бәзидә әнсирәш — орунлуқтур. Мәсилән, биз Йәһва Худани вә Әйса Мәсиһни хурсән қилишни халаймиз (Кор. 1-х. 7:32). Биз еғир гуна қилип қойған болсақ, Худа билән тезирақ яришивелиш тоғрилиқ әнсирәймиз (Зәб. 38:18). Шундақла биз өмүрлүк җүптимизниң көңлини хошал қилишни халаймиз вә өйдикилиримиз вә җамаәттики қериндашларниң ғемини йәймиз (Кор. 1-х. 7:33; Кор. 2-х. 11:28).
7. Пәнд-нәсиһәтләр 29:25кә асасән, немә үчүн адәмдин қорқмаслиғимиз керәк?
7 Лекин «немә йәймиз» яки «немә ичимиз» дегәнгә охшаш орунсиз ғәм-әндишиләр етиқадимизға зиян кәлтүрүши мүмкин (Мәт. 6:31, 32). Шундақ ғәм-әндишиләрдин қутулимиз дәп, биз байлиқ қоғлашқа башлишимиз, һәтта пулхумар болуп кетишимиз мүмкин. Әгәр буниңға йол қойсақ, Йәһваға болған етиқадимиз аҗизлишип, Униң билән болған достлуғимиз бузулуши мүмкин (Марк 4:19; Тим. 1-х. 6:10). Болмиса, «башқилар мениң тоғрилиқ немә ойлайду», дәп һәддидин зиядә әнсирәйдиғандимиз. Шундақла биз Йәһва Худани рәнҗитиштин қорқушқа қариғанда, адәмләрдин көпирәк қорқуп, уларниң заңлиқ яки зиянкәшлик қилишидин әнсиришимиз мүмкин. Өзүмизни булардин қоғдаш үчүн биз Йәһваға дуа қилип, синақларға бәрдашлиқ беришкә керәклик күч-қувәтни соришимиз зөрүр (Пәнд-нәсиһәтләр 29:25ни оқуң; Луқа 17:5).
8. Ялған яки бурмиланған мәлуматларға қандақ қаришимиз керәк?
8 «Ялғанчилиқниң атиси» Шәйтан өзиниң қол астидики адәмләр арқилиқ Йәһва Худа вә Униң хизмәтчилири тоғрилиқ ялғанларни тарқитиду (Йоһ. 8:44). Мәсилән, һәқиқәттин үз өргәнләр торбәтләр яки башқа аммивий әхбарат васитилири арқилиқ Йәһва Худаниң тәшкилати тоғрилиқ ялған яки бурмиланған мәлуматларни тарқитиду. Бу ялғанлар Шәйтанниң «отлуқ оқлириға» охшайду (Әфәс. 6:16). Әгәр бирси бизгә шундақ ялған сөзләрни ейтишқа башлиса немә қилишимиз керәк? Биз шундақ сөзләрни һәргиз тиңшимаймиз! Немә үчүн? Чүнки биз Йәһва Худаға вә қериндашлиримизға ишинимиз. Биз һәқиқәттин үз өргәнләр билән һәрқандақ алақидә болуштин нери туримиз. Биз һечкимниң яки һечнәрсиниң, шу җүмлидин уларниң немә дәйдиғанлиғиға қизиқип болсиму, улар билән гәп талишиш яки бәс муназирә қилишқа һәрикәт қилмаймиз.
9. Үмүтсизлиниш бизгә қандақ тәсир қилиши мүмкин?
9 Үмүтсизлик етиқадимизни аҗизлаштуралайду. Бәзидә бешимизға чүшкән қийинчилиқлар сәвәплик роһумиз чүшиду. Лекин биз өз қийинчилиқлиримизға көз жуммаслиғимиз лазим. Биз дайим пәқәт қийинчилиқлиримиз тоғрилиқла ойлимаслиғимиз керәк. Чүнки шундақ қилсақ, Йәһва Худаниң һәммә әҗайип вәдилири тоғрилиқ унтуп қелишимиз мүмкин (Вәһ. 21:3, 4). Биз үмүтсизлинип, өзүмизни бәк аҗиз һис қилғанлиқтин, Йәһваға хизмәт қилишни тохтитишимиз мүмкин (Пәнд н. 24:10). Бирақ биз буниңға йол бәрмәслигимиз керәк.
10. Бир қериндаш язған хәттин немини үгинимиз?
10 Қошма Штатларда яшайдиған қериндишимизниң мисалини көрүп чиқайли. Униң йолдиши еғир кесәлгә гириптар болсиму, бу қериндаш етиқатта мәһкәм туруп қалған. Баш идаригә язған хетидә у мундақ дегән: «Бәзидә әһвалимиз шунчилик қийин болғанки, биз чүшкүнлүккә петип кетәттуқ. Лекин бизниң үмүтимиз күчлүк. Мән Йәһва Худаға етиқадимизни мустәһкәмләйдиған вә роһумизни көтиридиған мәлуматлар үчүн бәк миннәтдар. Биз бу мәслиһәтләргә интайин муһтаҗ едуқ. Чүнки улар бизгә Шәйтанниң синақларда ваз кәчмәсликкә вә Йәһваға хизмәт қилишни давамлаштурушқа ярдәм бериду». Бу қериндашниң сөзлиридин үмүтсизлик билән күрәш қилиш мүмкин екәнлигини биливалдуқ. Шуңа, қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, буни Шәйтанға қарши турушниң пурсити дәп қаришимиз керәк. Йәһва Худа Тәсәллиниң Мәнбиси екәнлигини унтумаң. Шундақла У бериватқан роһий озуқни қәдирләң.
11. Етиқадимизни тәкшүрүш үчүн өзүмиздин қандақ соалларни сорисақ болиду?
11 Етиқадиңизни күчәйтиш керәклигини көрүп йетәлидиңизму? Ахирқи бирнәччә ай ичидә орунсиз ғәм-әндишиләрни қилмаслиқ қолуңиздин кәлдиму? Һәқиқәттин үз өргәнләрни тиңшаштин вә улар билән талаш-тартиш қилиштин нери туралидиңизму? Үмүтсизлик билән күрәш қилғанда ғәлибә қазандиңизму? Әгәр шундақ болса, етиқадиңиз мустәһкәм һаләттә дегән гәп. Лекин биз давамлиқ пәхәс болушимиз керәк, чүнки Шәйтан бизгә қарши башқа қурал-ярақларни ишлитишкә тиришиду. Һазир уларниң бирини муһакимә қилайли.
ПУЛХУМАРЛИҚТИН ПӘХӘС БОЛУҢ
12. Мал-дунияни яхши көрүп кетишниң нәтиҗиси қандақ болуши мүмкин?
12 Мал-дунияни яхши көрүп кәтсәк, етиқадимиз аҗизлишип, биз Йәһваға азирақ хизмәт қилишқа башлишимиз мүмкин. Әлчи Паул мундақ дегән: «Һечқандақ әскәр уни һәрбий хизмәткә алғанниң мақуллишиға еришиш үчүн, кирим әкелидиған күндилик тирикчилик ишларға арилашмайду» (Тим. 2-х. 2:4). Рим әскәрлириниң башқа иш билән шуғуллиниши мәнъий қилинған. Әгәр әскәр бу интизамға пәрва қилмиса, ақивети қандақ болатти?
13. Әскәрләр немә үчүн сода-сетиқ билән шуғулланмиған?
13 Шундақ вәзийәтни тәсәввур қилип көрүң: бир топ әскәрләр урушқа тәйярлиқ көрүп мәшиқ қиливатиду, лекин әскәрләрниң бири йоқ. У базарда тамақ сетиш билән бәнт болуп кәтти. Адәттә әскәрләр һәр күни кәчқурун қурал-ярақлирини тәкшүрүп, қиличлирини биләйду. Лекин сода-сетиқ билән шуғуллинидиған әскәр әтиси базарда сетиш үчүн тамақ тәйярлайду. Бирақ әтиси әтигәндә дүшмәнләр келип, туюқсиз һуҗум қилди дәйли. Шу чағда қайси әскәр урушқа тәйяр болуп, әскәрбешини рази қилалайду дәп ойлайсиз? Сизму шу урушқа қатнашсиңиз, йениңизда кимниң турушини халаттиңиз? Җәңгә тәйяр болған әскәрниңму яки диққитини башқа нәрсиләргә бурған әскәрниңму?
14. Әйсаниң әскәрлири сүпитидә биз немини қәдирләймиз?
14 Яхши әскәргә охшаш, бизму асасий мәхситимизни, йәни Йетәкчилиримиз Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһниң көңлини хурсән қилиш, тоғрилиқ унтумаслиғимиз керәк. Бу биз үчүн Шәйтанниң дуниясида еришәләйдиған һәрқандақ нәрсидин қиммәтбаһадур. Биз Йәһва Худаға хизмәт қилиш үчүн керәклик вақтимиз билән күчимиз бар екәнлигигә көз йәткүзүп, етиқат қалқинимизни вә башқа роһий қурал-ярақлиримизни яхши һаләттә тутушимиз муһим.
15. Паул бизни немидин агаһландурған вә немә үчүн?
15 Биз һәрқачан һошияр болушимиз керәк. Әлчи Паул «бай болушни нийәт қилғанлар» «етиқаттин чәтнәп» кетидиғанлиғи тоғрилиқ агаһландурған еди (Тим. 1-х. 6:9, 10). «Чәтнәш» дегән сөз керәксиз мал-дуния топлашқа берилип, диққитимизни муһим нәрсиләрдин буруп кетишини билдүриду. Шундақ қилсақ, өзүмизни «нурғун дәрт-азаплар билән санчиған болимиз. Амма биз Шәйтанниң бай болуш хаһишини жүригимизгә селиш арқилиқ етиқадимизни аҗизлаштурмақчи екәнлигини унтумаслиғимиз лазим.
16. Марк 10:17—22дики сөзләр бизни қайси соаллар үстидә мулаһизә қилишқа дәвәт қилиду?
16 Бәлким, нурғун нәрсиләрни сетивелиш үчүн йетәрлик пулумиз барду. Әгәр өзүмиз халайдиған бирақ әслидә керәк әмәс нәрсиләрни сетивалсақ, натоғра иш қилған болимизму? Әлвәттә, яқ. Амма төвәндики соаллар үстидин мулаһизә қилайли: Қандақту бир нәрсини сетивелишқа пулумиз болсиму, шу нәрсини асрап-сақлаш үчүн вақтимиз вә күчимиз боламду? Биз мал-дунияни һәддидин зиядә яхши көрүп кетишимиз мүмкинму? Мал-дунияға болған муһәббитимиз түпәйлидин, Әйсаниң Йәһва Худаға көпирәк хизмәт қилиш тәкливини рәт қилған яш жигиткә охшаш һәрикәт қилимизму? (Марк 10:17—22ни оқуң). Аддий һаят кәчүрүп, қиммәтбаһа вақтимиз билән күчимизни Йәһваниң ирадисини орунлаш үчүн ишлитәйли!
ЕТИҚАТНИҢ ЙОҒАН ҚАЛҚИНИНИ ЧИҢ ТУТУҢ
17. Биз немини унтумаслиғимиз керәк?
17 Биз урушқа қатнишиватқанлиғимизни вә җәңгә һәр күни тәйяр болушимиз керәклигини унтумаслиғимиз муһим (Вәһ. 12:17). Қериндашлиримиз биз үчүн етиқат қалқинимизни тутуп маңалмайду. Уни чиң тутуп меңиш — һәрбиримизниң вәзипимиз.
18. Қедимда әскәрләр немә сәвәптин қалқинини чиң тутқан?
18 Қедимқи заманларда әскәр җәңдә батурлуқ көрсәтсә, иззәт-еһтирамға еришкән. Лекин әгәр у өйигә қалқансиз қайтип кәлгән болса, номустин өзини қойидиған җай тапалмай қалған еди. Римлиқ тарихшунас Тацит мундақ дәп язған: «Әскәрниң җәң мәйданида қалқинини қалдуруп қайтип келиши номус һесапланған». Шу сәвәптин, әскәрләр қалқанлирини мәһкәм тутушқа тиришқан.
19. Етиқат қалқинимизни қандақ чиң туталаймиз?
19 Җамаәт учришишлириға дайим қатнашсақ, Йәһва Худаниң исми вә Униң Падишалиғи тоғрилиқ башқиларға ейтсақ, етиқат қалқинимизни мәһкәм тутуп жүримиз (Ибр. 10:23—25). Шундақла биз һәр күни дуа қилип Худа Сөзини оқуп, униңдики мәслиһәтләр вә көрсәтмиләрни һәммә ишлиримизда әмәлий қоллинимиз (Тим. 2-х. 3:16, 17). Шуңа, Шәйтан бизгә қарши ишләтмәкчи болған һәрқандақ қурал-ярақ бизгә мәңгүлүк зиян кәлтүрәлмәйду (Йәшая 54:17). «Етиқатниң йоған қалқини» бизни қоғдайду. Шу чағда қериндашлиримиз билән мүрини мүригә тирәп, һәр күни етиқадимизда чиң туруп, батурлуқ билән җәң қилимиз. Әң муһими, Шәйтан вә униң тәрәпдарлириға қарши җәңдә ғәлибә қилғанда, биз Әйса Мәсиһ тәрәптә болуш шан-шәрипигә еришимиз (Вәһ. 17:14; 20:10).
154-НАХША Ахирғичә бәрдашлиқ беримиз
a Әскәрләр өзини қоғдаш үчүн қалқандин пайдиланған. Етиқадимизниму қалқанға охшитишқа болиду. Әскәрләр қалқинини яхши һаләттә сақлиғандәк, бизму етиқадимизни күчлүк һаләттә сақлишимиз керәк. Буни қандақ қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқайли.