Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

«Ишимиз һәм һәқиқәт бойичә меһир-муһәббәт көрситәйли»

«Ишимиз һәм һәқиқәт бойичә меһир-муһәббәт көрситәйли»

«Бир-биримизгә пәқәт сөзүмиз яки тилимиз биләнла әмәс, бәлки ишимиз һәм һәқиқәт бойичә меһир-муһәббәт көрситәйли» (ЙОҺАННИҢ 1-ХЕТИ 3:18).

НАХШИЛАР: 3, 50

1. Меһир-муһәббәтниң әң яхши түри қайси вә сиз уни қандақ чүшәндүрүп берәттиңиз? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң).

ЙӘҺВА ХУДА — меһир-муһәббәтниң Мәнбәси (Йоһанниң 1-хети 4:7). Меһир-муһәббәтниң әң яхши түри адаләтлик принципларға асасланған. Муқәддәс китапта меһир-муһәббәтниң бу түри грекчә агапи дәп аталған. Бу сөзниң мәнасиға бирсини яхши көрүш вә униңға болған иллиқ сезимму кириши мүмкин, лекин бу пәқәт һис-туйғу билән чәкләнмәйду. Адәмниң мундақ меһир-муһәббити өзиниң әмәс, башқисиниң мәнпәитини көзләп, ғәрәзсиз һәрикәт қилғанлиғидин көрүниду. Мундақ хисләт бизни башқиларға яхшилиқ қилишқа дәвәт қилиду. Меһир-муһәббәтниң бу түри бизгә хошаллиқ әта қилиду вә һаятимизни мәналиқ қилиду.

2, 3. Йәһва инсанийәткә болған ғәрәзсиз меһир-муһәббитини қандақ көрсәтти?

2 Йәһва Худа Адәм ата билән Һава анини яратмастин авал, инсанийәткә меһир-муһәббәт көрсәткән. У йәрни һаят кәчүрүш үчүн һаҗәт болған һәммә нәрсиләр билән тәминлигән. Амма Йәһва йәрни пәқәт яшайдиған җай сүпитидә әмәс, һаяттин һузурлинишқа мүмкинчилик беридиған өй қилди. Йәһва буни өзи үчүн әмәс, биз үчүн қилди. Өйүмиз тәйяр болғанда, У инсанни яритип, униңға йәрдики җәннәттә мәңгү һаят кәчүрүш пурситини бәрди.

3 Андин кейин Йәһва инсанийәткә болған ғәрәзсиз меһир-муһәббитини әң убдан усулда көрсәтти. Адәм ата билән Һава ана Худаға қарши чиқсиму, Йәһва уларниң әвладидин чиқидиған бәзи адәмләрниң өзини яхши көридиғанлиғиға ишәнгән. Шу сәвәптин, уларни қутқузуш үчүн өз Оғлини төләм қурбанлиғи сүпитидә йәргә әвәтти (Яритилиш 3:15; Йоһанниң 1-хети 4:10). Төләм вәдә қилинғандин башлап, Йәһва уни төләп қоюлғандәк қараштурди. Тәхминән 4000 жил өтүп, У ялғуз Оғлини инсанийәт үчүн пида қилди (Йоһан 3:16). Йәһваниң мундақ меһир-муһәббити үчүн шунчилик миннәтдармиз!

4. Намукәммәл адәмләрниң ғәрәзсиз меһир-муһәббәт көрситәләйдиғанлиғини нәдин билимиз?

4 Намукәммәл болсақму, биз ғәрәзсиз меһир-муһәббәтни көрситәләймизму? Әлвәттә! Чүнки Йәһва бизни униңға охшаш қилип яратқан, йәни биз униңға тәқлит қилалаймиз. Сәмимий меһир-муһәббәт көрситиш һәрқачан асан әмәс, бирақ бу қолумиздин келиду. Мәсилән, Һабил Худаға өзидә бар әң яхшисини ғәрәзсиз тәғдим қилғанда, у меһир-муһәббәтни көрсәтти (Яритилиш 4:3, 4). Нуһни адәмләр тиңшимисиму, у Худаниң хәвирини жиллар бойи һаримай-талмай вәз қилиши билән ғәрәзсиз меһир-муһәббәт көрсәткән (Петрусниң 2-хети 2:5). Ибраһим сөйүмлүк оғли Исһақни қурбан қилишқа тәйярлиқ көрситиши билән Худаға болған меһир-муһәббити бәк күчлүк екәнлигини испатлиди (Яқуп 2:21). Худаниң бу садиқ хизмәтчилиригә охшаш, бизму һәтта оңай болмиғандиму, меһир-муһәббәт көрсәткүмиз келиду.

ҺӘҚИҚИЙ МЕҺИР-МУҺӘББӘТ ДЕГӘН НЕМӘ?

5. Һәқиқий меһир-муһәббәтни қандақ көрситәләймиз?

5 Муқәддәс китапта һәқиқий меһир-муһәббәтни «сөзүмиз яки тилимиз биләнла әмәс, бәлки ишимиз һәм һәқиқәт бойичә» көрситиш кәрәклиги ейтилған (Йоһанниң 1-хети 3:18). Әлвәттә, меһир-муһәббитимизни сөзүмиз биләнму көрситәләймиз (Салоникилиқларға 1-хәт 4:18). Бирақ бәзидә «мән сизни яхши көримән» дәп ейтишла йетәрлик әмәс. Биз мошу сөзләрни иш-һәрикитимиз билән испатлишимиз керәк. Мәсилән, қериндашлиримизниң йәйдиған тамиғи билән кийидиған кийими йоқ болса, уларға пәқәт яхши сөз ейтиш йетәрлик әмәс (Яқуп 2:15, 16). Шуниңға охшаш, Йәһвани вә адәмләрни яхши көргәнликтин, биз вәз қилидиғанларниң көп болушини сорап дуа қилипла қоймай, өзүмизму җан-җигәримиз билән вәз ишиға қатнишимиз (Мәтта 9:38).

6, 7. а) «Сахтисиз» меһир-муһәббәт дегән немә? ә) Сахта меһир-муһәббәтниң бәзи мисаллири қандақ?

6 Әлчи Йоһанниң сөзлиригә мас, биз бир-биримизни «ишимиз һәм һәқиқәт бойичә» сөйүшимиз керәк. Шуңа бизниң меһир-муһәббитимиз «иккиүзлүк» әмәс, «сахтисиз» болуши керәк (Римлиқларға 12:9; Коринтлиқларға 2-хәт 6:6). Бәзидә адәм меһир-муһәббәт көрсәткәндәк көрүнүши мүмкин. Амма униң меһир-муһәббити сәмимий һәм һәқиқийму? Униң нийити қандақ? Сахта меһир-муһәббәтниң һеч әһмийити йоқ, сәвәви иккиүзлүк меһир-муһәббәт дегән хисләт йоқ.

7 Сахта меһир-муһәббәтниң бәзи мисаллирини қараштурайли. Ерәм бағда Һава ана билән сөзләшкәндә, Шәйтан униңға яхшилиқ тиләйдиғандәк көрүнди. Амма һәқиқәтән у өзинила ойлап, иккиүз һәрикәт қилған (Яритилиш 3:4, 5). Давут падиша болғанда, Ахитофәл исимлиқ бир дости болди. Лекин у өз пайдисини ойлап, Давутқа сатқунлуқ қилди. Униң иши һәқиқий дост әмәслигини дәлиллиди (Самуилниң 2-язмиси 15:31). Бүгүнки күндә, мунапиқлар вә җамаәттә бөлгүнчиликкә сәвәп болидиған кишиләр «силиқ-сипайә вә хошамәт сөзләрни» ишлитиду (Римлиқларға 16:17, 18). Улар өзлирини башқиларни сөйидиғандәк көрсәткини билән, әслидә өз мәнпәитинила ойлайду.

8. Қандақ соаллар һәққидә мулаһизә қилишимиз керәк?

8 Сахта меһир-муһәббәт көрсәткәнләр өзини уятқа қалдуриду, чүнки мундақ меһир-муһәббәт башқиларни алдаш үчүн қоллинилиду. Адәмләрни алдисақму, Йәһвани алдаш мүмкин әмәс. Әйса иккиүзлүк һәрикәт қилғанлар «интайин қаттиқ җазалинидиғанлиғини» ейтқан (Мәтта 24:51). Йәһваниң хизмәтчилири сүпитидә биз һечқачан иккиүз болушни халимаймиз. Шуңа төвәндики соаллар һәққидә мулаһизә қилсақ болиду: «Мениң меһир-муһәббитим һәқиқийму? Йә болмиса иккиүз яки сахтиму?» Һазир иккиүзлүк әмәс, «сахтисиз меһир-муһәббәтни» көрситишниң тоққуз йолини қараштурайли.

ИШИМИЗ ҺӘМ ҺӘҚИҚӘТ БОЙИЧӘ МЕҺИР-МУҺӘББӘТ КӨРСИТИШНИҢ ЙОЛЛИРИ

9. Һәқиқий меһир-муһәббәт бизни немә қилишқа дәвәт қилиду?

9 Һечким көрмисиму, башқиларға хошаллиқ билән хизмәт қилиң. Биз башқиларға һечким көрмәйдиғандәк яхшилиқ қилишқа тәйяр болушимиз керәк (Мәтта 6:1—4ни оқуң). Һанания билән Сапфира мундақ қилмиди. Улар мүлкини сетип, қанчә пул қурбан қилғанлиғи һәққидә ялған ейтқан вә иккиүзлүги үчүн җазаға тартилди (Әлчиләр 5:1—10). Амма биз қериндашлиримизни чин жүрәктин яхши көрсәк, адәмләргә давраң салмай, уларға яхшилиқ қилишқа хошал болимиз. Биз Рәһбәрлик кеңәшкә роһий озуқ тәйярлашқа ярдәм беридиған бурадәрләрдин үгинәләймиз. Улар башқиларниң диққитини өзигә ағдурмайду вә қандақ лайиһә үстидин ишлигәнлигини башқиларға ейтмайду.

10. Башқиларға қандақларчә һөрмәт көрситәләймиз?

10 Һөрмәт көрситиң (Римлиқларға 12:10ни оқуң). Әйса әлчиләрниң путлирини жуйғанда, һөрмәт көрситишниң әҗайип үлгисини көрсәтти (Йоһан 13:3—5, 12—15). Бизму Әйсаға охшаш кәмтәр болуп, башқиларға хизмәт қилиш үчүн бар күчимизни селишимиз керәк. Әлчиләр Әйсаниң бу иши билән қандақ савақ қалдурмақчи болғанлиғини бирдин чүшәнмисиму, кейин муқәддәс роһқа еришкәндә буни чүшәнди (Йоһан 13:7). Биз билимлик яки бай болғанлиқтин яки алаһидә вәзипиләргә еришкәнликтин, өзүмизни башқилардин үстүн қоймисақ, уларға һөрмәт көрситимиз (Римлиқларға 12:3). Бирсини махтиса, көрәлмәслик қилмаслиғимиз вә һәтта бизму шу махташқа лайиқ дәп ойлисақму, шу кишиниң хошаллиғиға ортақлишишимиз керәк.

11. Немишкә чин жүрәктин махтишимиз керәк?

11 Чин жүрәктин махтаң. Башқиларни махташ үчүн мүмкинчиликни издәң. Махташ сөзләр адәмләрни мустәһкәмләйду (Әфәсликләргә 4:29). Бирақ биз сөзлиримизниң сәмимий болғанлиғини халаймиз вә башқиларға хошамәт қилғумиз кәлмәйду. Биз көңүлдә йоқ нәрсини ейтмаслиғимиз керәк, болмиса керәклик мәслиһәтни бериштин тартинмаслиғимиз керәк (Пәнд-нәсиһәтләр 29:5). Мәсилән, әгәр адәмни махтап, лекин кәйнидин уни яманлисақ, бу иккиүзлүк болатти. Әлчи Паул қериндашларни чин жүрәктин яхши көргән. Коринттики қериндашларға хәт язғанда, у уларниң яхши тәрәплирини махтиған (Коринтлиқларға 1-хәт 11:2). Амма уларға мәслиһәт керәк болғанда, сәвәвини ениқ вә меһрибанлиқ билән чүшәндүрди (Коринтлиқларға 1-хәт 11:20—22).

Ярдәмгә муһтаҗ қериндашларға ярдәм қолини сунуш билән меһир-муһәббәт һәм мәртлик көрситимиз (12-абзацқа қараң)

12. Меһмандост болуп, һәқиқий муһәббәтни қандақ көрситәләймиз?

12 Меһмандост болуң. Йәһва биздин қериндашларға мәртлик көрситишкә тәләп қилиду (Йоһанниң 1-хети 3:17ни оқуң). Лекин биз тоғра нийәт билән меһмандост болушимиз керәк. Өзүмиздин мундақ сорисақ болиду: «Өйүмгә пәқәт йеқин достлиримни яки өзүм муһим дәп һесаплайдиған қериндашларни тәклип қилимәнму? Яхшилиғимни қайтуралайдиған адәмләрнила чақиримәнму? Йә болмиса, тонумайдиған яки һечнемә қайтуралмайдиған қериндашларға сехий болимәнму?» (Луқа 14:12—14). Қериндишимиз әқилсиз һәрикәт қилғанлиғиниң ақиветидә ярдәмгә муһтаҗ болуп қалса, немә қилимиз? Йә болмиса чақирған меһминимиз бизгә рәхмәт ейтмисичу? Йәһва бизгә шундақ дәйду: «Налә қилмай, өз ара меһмандост болуңлар» (Петрусниң 1-хети 4:9). Әгәр қолумизда барни тоғра нийәт билән бөлүшсәк, бу өзүмизгә хошаллиқ әкелиду (Әлчиләр 20:35).

13. а) Қайси вәзийәттә көпирәк сәвирчанлиқ һаҗәт? ә) Аҗизларға ярдәм бериш үчүн немә қилалаймиз?

13 Аҗизларға ярдәм бериң. Муқәддәс китаптики «Аҗизларға яр-йөләк болуңлар, барлиғиға узақ сәвирлик көрситиңлар» дегән буйруқ меһир-муһәббитимизниң һәқиқий болған-болмиғанлиғини синайду (Салоникилиқларға 1-хәт 5:14). Бир вақитларда аҗиз болған қериндашлар кейин ишәнчидә мәһкәм турған. Бәзилири болса, бизниң сәвирчан болуп, меһир-муһәббәт билән ярдәм бәргинимизгә муһтаҗ. Уларға қандақларчә ярдәм бәрсәк болиду? Муқәддәс китапни қоллинип уларни илһамландуралаймиз, биллә вәз қилишқа чақиралаймиз яки уларни диққәт қоюп тиңшалаймиз. Шуниң билән, қериндашларни «күчлүк» яки «аҗиз» дәп бөлмәслигимиз керәк. Буниң орниға, һәрқайсимизниң һәм күчлүк, һәм аҗиз тәрәплиримиз бар екәнлигини иқрар қилишимиз керәк. Һәтта әлчи Паулму аҗизлиқлирини етирап қилған (Коринтлиқларға 2-хәт 12:9, 10). Һәммимиз өз ара ярдәм вә тәсәллигә муһтаҗ.

14. Қериндашлар билән течлиқни сақлаш үчүн немә қилишқа тәйяр болушимиз керәк?

14 Течлиқпәрвар болуң. Қериндашлар арисидики течлиқ наһайити баһалиқ. Әгәр бирси бизни чүшәнмәй қалса яки рәнҗитип қойса, течлиқни сақлаш үчүн күч чиқиришимиз керәк (Римлиқларға 12:17, 18ни оқуң). Бирсини хапа қилип қойсақ, кәчүрүм сорисақла болди дәп ойлайдиғандимиз. Амма биз сәмимий болушимиз керәк. Мәсилән, «кәчүрүвәткинә» дәп ейтишниң орниға, хаталиқни бойнимизға елип, «сизни сөзлирим билән рәнҗиткиним үчүн кәчүрүң» десәк яхширақ болатти. Некада течлиқни сақлаш алаһидә муһим. Әр-аял башқиларниң алдида бир-бирини сөйидиғандәк, амма ялғуз қалғанда бир-бири билән сөзләшмәй, рәнҗитидиған сөзләр ейтиши яки һәтта қол көтириши натоғра.

15. Чин жүрәктин кәчүргәнлигимизни қандақ көрситимиз?

15 Чин көңүлдин кәчүрүң. Бирси бизни хапа қилса, биз уни кәчүрүп, адавәт сақлимаймиз. Һәтта шу адәм бизни рәнҗиткәтлигини билмисиму, шундақ қилишимиз керәк. «Меһир-муһәббәтлик билән бир-бириңларға кәң қосақлиқ болуп, течлиқниң инақлаштуридиған риштилиридә роһниң бирлигини сақлашқа интилиңлар»,— дегән мәслиһәткә қулақ салсақ, башқиларни чин көңүлдин кәчүримиз (Әфәсликләргә 4:2, 3). Адәмни чин жүрәктин кәчүрүш үчүн, униң қилған ишини унтушимиз керәк. Чүнки меһир-муһәббәт «адавәт сақлимайду» (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4, 5). Көңлүмиздә кәк сақлисақ, пәқәт қериндишимиз билән әмәс, Йәһва билән болған мунасивитимизгә зиян кәлтүримиз (Мәтта 6:14, 15). Бизни рәнҗиткән адәм үчүн дуа қилсақ, уни чин жүрәктин кәчүргәнлигимизни испатлаймиз (Луқа 6:27, 28).

16. Йәһваға болған хизмитимиздики вәзипиләргә қандақ қаришимиз керәк?

16 Өз мәнпәитиңизни көзлимәң. Әгәр сиз алаһидә вәзипигә еришсиңиз, өзүңизниң әмәс, башқисиниң пайдисини издәш арқилиқ һәқиқий меһир-муһәббәтни көрситәләйсиз (Коринтлиқларға 1-хәт 10:24). Мәсилән, конгресста хизмәт қилидиған бурадәрләр у өткүзүлидиған йәргә һәммисидин авал баридиғанлиқтин, өзлиригә яки аилә әзалириға әң яхши орунларни егиләшни халайдиғанду. Амма мундақ бурадәрләрниң көпчилиги анчә қолайлиқ болмиған орунларни таллайду. Шундақ қилип, улар сахтисиз меһир-муһәббәт көрситиду. Уларға қандақ тәқлит қилалайсиз?

17. Қериндаш еғир гуна қилса, һәқиқий муһәббәт уни немигә дәвәт қилиду?

17 Йошурун гунани етирап қилип, униңдин айрилиң. Еғир гуна қилған бәзи қериндашлар уни йошурушқа тиришқан. Улар хиҗаләт болғанлиқтин яки башқиларниң көңлини қалдурмаслиқ үчүн шундақ қилғанду (Пәнд-нәсиһәтләр 28:13). Амма гунани йошуруш меһир-муһәббәткә ятмайду, чүнки у адәм өзигиму, башқиларғиму зиян кәлтүриду. Қандақларчә? Йәһва Худа җамаәткә өз муқәддәс роһини бәрмәй қоюши мүмкин, буниң ақиветидә җамаәттә течлиқ болмайду (Әфәсликләргә 4:30). Шуңа һәқиқий меһир-муһәббәт еғир гуна қилған мәсиһийни ақсақалларға берип, һаҗәтлик ярдәмни қобул қилишқа дәвәт қилиду (Яқуп 5:14, 15).

18. Һәқиқий меһир-муһәббәт қанчилик муһим?

18 Меһир-муһәббәт — һәммә хисләтләрниң әң муһими (Коринтлиқларға 1-хәт 13:13). Бу хисләт кимләрниң Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилири болуп, меһир-муһәббәтниң Мәнбәси болған Йәһваға һәқиқәтән тәқлит қилидиғанлиғини көрситиду (Әфәсликләргә 5:1, 2). Паулниң ейтишичә, меһир-муһәббити болмиса, у «һечнәрсә әмәс» (Коринтлиқларға 1-хәт 13:2). Ундақта, һәммимиз бир-биримизгә «пәқәт сөзүмиз яки тилимиз биләнла әмәс, бәлки ишимиз һәм һәқиқәт бойичә меһир-муһәббәт көрситәйли»!