Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

«Бәхитлик Худаға» хизмәт қилидиғанлар бәхитлик

«Бәхитлик Худаға» хизмәт қилидиғанлар бәхитлик

«Худайи Йәһва ... болған хәлиқ нәқәдәр бәхтиярдур!» (ЗӘБУР 144:15).

НАХШИЛАР: 38, 21

1. Йәһва гувачилири немә үчүн бәхитлик? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

 ЙӘҺВА ГУВАЧИЛИРИ — бәхитлик кишиләр. Улар җамаәт учришишлирида, конгрессларда вә җәм болған һәрқандақ җайда бир-бири билән параңлишип, хошал-хорам болуп жүриду. Улар немә үчүн шунчилик бәхитлик? Буниң асасий сәвәви — улар «бәхитлик Худа» Йәһвани билиду. Йәһва гувачилири Худаға хизмәт қилиду вә Униңдин үлгә елишқа тиришиду (Тимотийға 1-хәт 1:11; Зәбур 16:11). Йәһва — бәхит вә хошаллиқниң Мәнбәси. Шуңа У бизниңму бәхитлик болушимизни халайду вә хошал болушимизға көп сәвәп бериду (Қанун шәрһи 12:7; Вәз 3:12, 13).

2, 3. а) Бәхитлик болуш немини билдүриду? ә) Бүгүнки күндә бәхитлик болуш немә үчүн қийин болуши мүмкин?

2 Сизчу? Сиз бәхитликму? Бәхитлик адәм өзини яхши һис қилиду, һаятиға рази вә шат-хорам. Муқәддәс китапта Худаниң бәрикитигә еришкән кишиләр һәқиқий бәхиткә егә болалайдиғанлиғи йезилған. Ундақта, бу дунияда бәхитлик болуш немә үчүн шунчилик қийин?

3 Бешимизға күн чүшкәндә, мәсилән, йеқинимиз вапат болғанда яки җамаәттин чиқирилғанда, аилимиз һалак болғанда, йә болмиса биз иштин бошитилғанда, бәхитлик болуп қелиш қийин болуши мүмкин. Шундақла җедәл-маҗира түпәйлидин өйүмиздә течлиқ болмиғанда, хизмәтдашлиримиз яки синипдашлиримиз бизни заңлиқ қилғанда, биз тәқипкә дуч кәлгәндә яки етиқадимиз үчүн түрмигә қамалғанда, бәхитлик болуш наһайити тәс. Йә болмиса саламәтлигимизниң начарлиши, созулма кесәлгә яки депрессиягә гириптар болушимиз мүмкин. Амма «бәхитлик вә ялғуз Һөкүмранимиз» Әйса Мәсиһ адәмләргә тәсәлли берип, уларға хошаллиқни әта қилишни яхши көргәнлигини унтумайли (Тимотийға 1-хәт 6:15; Мәтта 11:28—30). Тағдики тәлимидә у бәхитлик болушқа ярдәм беридиған бәзи хисләтләрни тилға алған. Биз шу хисләтләргә егә болсақ, Шәйтанниң дуниясида баштин кәчүридиған қийинчилиқларға қаримастин, бәхитлик болалаймиз.

ЙӘҺВА ХУДАСИЗ БӘХИТЛИК БОЛАЛМАЙМИЗ

4, 5. Бәхиткә еришиш вә бәхитлик болуп қелиш үчүн немә қилалаймиз?

4 Әйсаниң Тағдики тәлимидә ейтқан дәсләпки сөзлири наһайити муһим. У: «Өзиниң роһий еһтияҗлирини чүшәнгәнләр бәхитлик, чүнки асман Падишалиғи шуларға тәәллуқтур»,— дегән (Мәтта 5:3). Әгәр роһий еһтияҗлиримизни чүшәнсәк, биз Худа һәққидә билимгә вә Униң ярдими билән йолбашчилиғиға муһтаҗ екәнлигимизни етирап қилимиз. Буни етирап қилидиғанлиғимизни Муқәддәс китапни оқуп-үгиниш, Худаға итаәт қилиш вә Униңға болған ибадәтни һаятимиздики биринчи орунға қоюш арқилиқ көрситәләймиз. Буларни қилсақ, бәхиткә еришимиз. Буниңдин башқа пат арида Худаниң вәдилири әмәлгә ашидиғанлиғиға болған етиқадимиз мустәһкәмлиниду. Шундақла Худа Сөзидики «бәхитлик үмүтимиз» бизгә илһам бериду (Титқа 2:13).

5 Һаятимизда мәйли қандақ иш йүз бәрсун, бәхитлик болуп қелиш үчүн, биз давамлиқ Йәһва билән достлуғимизни мустәһкәмлишимиз муһим. Әлчи Паул: «Рәббимиз йолида дайим шатлиниңлар. Йәнә дәймән: шатлиниңлар!»— дәп язған (Филипиликләргә 4:4). Йәһваниң йеқин дости болуш үчүн бизгә Худадин кәлгән даналиқ керәк. Муқәддәс Язмиларда мундақ йезилған: «Даналиқ тапқан киши нәқәдәр бәхитлик вә зерәк болған киши һәм!» вә «У уни тутқанларға һаятлиқ дәриғи, уни қоймиғанлар бәхитлик атилиду» (Пәнд-нәсиһәтләр 3:13, 18).

6. Бәхитлик болуп қелиш үчүн йәнә немә қилишимиз лазим?

6 Бәхитлик болуп қелиш үчүн, биз Муқәддәс китаптин алған билимимизни давамлиқ әмәлийәттә ишлитишимиз керәк. Әйса буниң қанчилик муһим екәнлигини көрситиш үчүн, «Буни билип, шуниңға әмәл қилсаңлар, бәхитликсиләр»,— дегән (Йоһан 13:17; Яқуп 1:25ни оқуң). Роһий еһтияҗлиримизни қанаәтләндүрүш вә бәхитлик болуп қелиш үчүн, билимни әмәлийәттә ишлитишимиз наһайити муһим. Лекин бизни бәхиттин мәһрум қилидиған нәрсиләр шунчә көп болса, қандақ қилип бәхитлик болалаймиз? Келиңлар, Әйса Тағдики тәлимидә ейтқан бәзи сөзләрни көрүп чиқайли.

БИЗНИ БӘХИТЛИК ҚИЛИДИҒАН ХИСЛӘТЛӘР

7. Қайғуруватқанлар қандақ қилип бәхитлик болалайду?

7 «Қайғуруватқанлар бәхитлик, чүнки уларға тәсәлли берилиду» (Мәтта 5:4). «Қайғурған адәм қандақ қилип бәхитлик болалайду?» дәп һәйран қелишиңиз мүмкин. Бу айәттә Әйса қайғуруватқан һәммә кишиләр һәққидә ейтмиған. Һазир көплигән рәзил адәмләрму қайғуриватиду, чүнки улар «ахирқи күнләр» дәп аталған «адәттин ташқири қийин вақитларда» яшаватиду (Тимотийға 2-хәт 3:1). Бирақ улар Худа һәққидә әмәс, пәқәт өзлириниң мәнпәитинила ойлайду. Йәһва билән йеқин мунасивәтни йетилдүрмигәчкә, улар бәхитсиз. Әйса «қайғуруватқанлар» дәп, өзиниң роһий еһтияҗлирини чүшинидиған адәмләрни ейтқан. Улар көпчиликниң Худани рәт қилип, Униң ирадисигә мас яшимайватқанлиғини көрүп қайғурмақта. Йәнә улар өзлириниң гунакар екәнлигини етирап қилиду вә дунияда болуватқан ечинишлиқ әһвални көрүп қайғуға патмақта. Йәһва һәқиқий қайғуруватқан бу кишиләрни байқап, уларни Өзиниң Сөзи арқилиқ илһамландуриду вә уларға бәхит билән мәңгү һаятни соға қилиду (Әзәкиял 5:11; 9:4ни оқуң).

8. Мулайим болуш бәхиткә еришишиңизгә қандақ ярдәм бериду?

8 «Мулайимлар бәхитлик, чүнки улар йәрниң мирасхорлири болиду» (Мәтта 5:5). Мулайим болуш бәхиткә еришишиңизгә қандақ ярдәм бериду? Бүгүнки күндә көп адәмләр бәк қопал вә ғәзәпкә толған. Шу сәвәптин көплигән қийинчилиқлар туғулмақта. Амма һәқиқәтни тонуғанда, шундақ адәмләр өзгирип, «йеңи шәхскә» егә болиду. Һазир улар рәһимдил, меһрибан, кәмтәр, мулайим вә сәвирчан (Колосилиқларға 3:9—12). Буниңдин башқа Худа Сөзидә вәдә қилинғандәк, улар йәр-җаһанға егә болиду (Зәбур 37:8—10, 29).

9. а) Әйсаниң мөмүнләр «йәрниң мирасхорлири болиду» дегән сөзлири немини билдүриду? ә) «Һәққанийлиқни халап тәшна болғанлар» немә үчүн бәхитлик болалайду?

9 Әйса мөмүнләр «йәрниң мирасхорлири болиду» дегәндә немини нәзәрдә тутқан? Мәсилән, майланған мәсиһийләр әрштә роһанийлар вә падишалар сүпитидә һөкүмранлиқ қилғанда, «йәр-җаһанға егә болиду» (Вәһий 20:6). Йәрдә яшаш үмити бар башқа адәмләр болса, җәннәттә мәңгү яшиғанда, уларму «йәр-җаһанға егә болиду». Улар мукәммәл болуп, течлиқ вә бәхиттин һузурлиниду. Әйса майланғанлар вә йәрдә яшаш үмүти бар кишиләр һәққидә йәнә мундақ дегән: «Һәққанийлиқни халап тәшна болғанлар бәхитлик, чүнки улар тойғузулиду» (Мәтта 5:6). Йәһва һәммә рәзилликни йоқ қилғанда, һәққанийлиққа тәшна болғанларниң арзуси әмәлгә ашиду (Петрусниң 2-хети 3:13). Йеңи дунияда һәққаний адәмләр әнди һечқачан рәзилләрниң зулум ишлиридин қайғурмайду. Улар мәңгү бәхитлик болиду (Зәбур 37:17).

10. Рәһимлик болуш дегән немини билдүриду?

10 «Рәһимликләр бәхитлик, чүнки уларға рәһимлик көрситилиду» (Мәтта 5:7). Рәһимлик адәм башқиларға очуқ чирай қарайду һәм ғәмхорчан болиду, йәни азап чәккәнләргә ич ағритиду. Амма рәһим-шәпқәт пәқәт бу сезимлар биләнла чәкләнмәйду. Муқәддәс китапқа мас, рәһимлик болуш башқиларға ярдәм бериш үчүн һәрикәт қилишниму билдүриду.

11. Меһрибан самарийәлик һәққидики тәмсилдин қандақ савақ алимиз?

11 Луқа 10:30—37ни оқуң. Әйсаниң меһрибан самарийәлик киши һәққидә ейтқан тәмсилидә меһрибан адәмниң қандақ болуши керәклиги ениқ көрситилгән. Самарийәлик киши азап чәккән адәмни көргәндә униңға ич ағритқан. Һисдашлиқ уни шу адәмгә ярдәм қилишқа дәвәт қилған. Бу тәмсилни ейтип болғандин кейин, Әйса: «Әнди сизму шундақ қилиң»,— деди. Шуңа биз өзүмиздин мундақ сорисақ болиду: «Мәнму шундақ қилимәнму? Меһрибан самарийәликкә охшаш һәрикәт қилимәнму? Азап чәккәнләргә ярдәм бериш үчүн немә қилалаймән? Мәсилән, җамаәттики яшанған қериндашлар, тул аяллар яки ата-аниси Йәһваға хизмәт қилмайдиған балиларға қандақ ярдәм берәләймән? “Ғәмкин җанларни” илһамландуруш үчүн немә қилалаймән?» (Салоникилиқларға 1-хәт 5:14; Яқуп 1:27).

Башқиларға биринчи болуп ярдәм қилғанда, өзүңиз хошаллиқ елип, башқиларниму хошал қилисиз (12-абзацқа қараң)

12. Немә үчүн меһрибан болуш бизни бәрикәткә ериштүриду?

12 Немә үчүн меһрибан болуш бизни бәрикәткә ериштүриду? Чүнки башқиларға меһрибан болғанда, Әйса ейтқандәк, биз башқиларға бериштин келидиған бәхитни һис қилимиз. Шуниң билән, бу Йәһваниң жүригини хурсән қилидиғанлиғини билип, бизму хошал болимиз (Әлчиләр 20:35; Ибранийларға 13:16ни оқуң). Давут падиша меһрибан адәм һәққидә: «Апәт күнидә Йәһва уни әсләп, қутулдуриду»,— дәп ейтқан (Зәбур 41:1, 2). Әгәр биз башқиларға меһрибанлиқ вә һисдашлиқ көрсәтсәк, Йәһваниң рәһимигә еришимиз вә мәңгү бәхитлик болалаймиз (Яқуп 2:13).

«ҚӘЛБИ ПАКЛАР БӘХИТЛИК»

13, 14. Немә үчүн қәлбимизниң пак болғанлиғи муһим?

13 Әйса: «Қәлби паклар бәхитлик, чүнки улар Худани көриду»,— дегән (Мәтта 5:8). Қәлби пак адәм болуш үчүн ойлиримиз билән арзулиримиз пак яки таза болуши керәк. Әгәр Йәһваниң ибадитимизни қобул қилишини халисақ, буни әстә тутуш наһайити муһим (Коринтлиқларға 2-хәт 4:2ни оқуң; Тимотийға 1-хәт 1:5).

14 Қәлби пак кишиләр Йәһва билән дост болалайду. Йәһва: «Кийимлирини жуйғанлар бәхитликтур»,— дәп ейтқан (Вәһий 22:14). Улар қайси мәнада «кийимлирини жуюду»? Майланған мәсиһийләр үчүн бу уларниң Йәһваниң көз алдида пак болуп, өлмәс һаят вә мәңгү бәхиткә еришидиғанлиғини билдүриду. Йәрдә яшаш үмүти бар «бүйүк көпчилик» үчүн бу уларниң Йәһваниң көз алдида һәққаний дәп һесаплинип, Униң билән дост болалайдиғанлиғини билдүриду. Муқәддәс китапта «улар өз кийимлирини жуюп, Қозиниң қенида ақартқанлиғи» йезилған (Вәһий 7:9, 13, 14).

15, 16. Қәлби паклар қайси мәнада «Худани көриду»?

15 Йәһва: «Һечбир адәм Мени көрүп, тирик қалмайду»,— дегән (Чиқиш 33:20). Ундақта, қәлби пак адәмләр қандақларчә «Худани көриду»? «Көрүш» дәп тәрҗимә қилинған грек сөзи «тәсәввур қилиш», «чүшиниш» яки «билиш» дегәнниму билдүрүши мүмкин. Демәк, «Худани көрүш» дегинимиз Униң қандақ Шәхс екәнлигини чүшиниш вә Униң есил пәзиләтлирини сөйүштур (Әфәсликләргә 1:18). Әйса Йәһваниң хисләтлирини мукәммәл түрдә әкс әттүргән, шуңа у мундақ ейталиған: «Мени көргән киши Атамниму көргән болиду» (Йоһан 14:7—9).

16 Шуниң билән, биз күндилик турмушимизда Худаниң ярдәм қолини һис қилғанда Уни көрәләймиз (Аюп 42:5). Шундақла биз Йәһваниң қәлби пак вә садиқ хизмәтчилиригә вәдә қилған бәрикәтлирини көрәләймиз. Майланған мәсиһийләр тирилдүрүлүп әршкә көтирилгәндә, Йәһвани удул мәнада көридиған болиду (Йоһанниң 1-хети 3:2).

ҚИЙИНЧИЛИҚЛАРҒА ҚАРИМАСТИН БӘХИТЛИК БОЛАЛАЙМИЗ

17. Течлиқпәрвәрләр немә үчүн бәхитлик?

17 Әйса: «Течлиқпәрвәрләр бәхитлик»,— дәпму ейтқан (Мәтта 5:9). Течлиқпәрвәр, йәни течлиққа интилидиған адәм болсақ, бәхитлик болалаймиз. Яқуп мундақ язған: «Һәққанийлиқ мевисиниң уруғи течлиқ яритиватқанлар үчүн течлиқ шараитларда терилиду» (Яқуп 3:18). Әгәр җамаәттә яки аилиңиздә бирси билән тил тепишиш қийин болса, Йәһвадин шу адәм билән яришишқа ярдәм беришни сорап ялвуруң. Шу чағда Йәһва сизгә муқәддәс роһини бериду вә бу роһ сизгә мәсиһийләргә хас хисләтләрни көрситишкә вә бәхитлик болушқа ярдәм бериду. Әйса биринчи болуп течлиққа интилишниң қанчилик муһим екәнлигини тәкитлигән. У мундақ дегән: «Әгәр сән һәдийәриңни қурбангаһқа әкелип, шу йәрдә қериндишиңниң саңа болған хапилиғи есиңгә кәлсә, һәдийәриңни қурбангаһниң алдида қоюп, авал қериндишиң билән яришивал, андин қайтип, һәдийәриңни Худаға тәғдим қилғин» (Мәтта 5:23, 24).

Йәһваниң роһи сизгә мәсиһийләргә хас хисләтләрни көрситишкә вә бәхитлик болушқа ярдәм бериду

18, 19. Немә үчүн мәсиһийләр қаршилиққа қаримастин хошал болалайду?

18 «Мән үчүн башқиларниң һақарәт, зиянкәшлик вә төһмитигә учрисаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр!» Әйса бу сөзләрни немә үчүн ейтқан? У мундақ дәп чүшәндүргән: «Хошал болуңлар һәм яйраңлар, чүнки асмандики мукапитиңлар бүйүктүр. Шундақла силәрдин авал болған пәйғәмбәрләрниму әшундақ тәқиплигән» (Мәтта 5:11, 12). Биринчи әсирдә Алий кеңәш әлчиләрни қамчилап, вәз қилишни мәнъий қилған болсиму, улар шу йәрдин хошал болуп чиққан. Әлвәттә, улар қамчиланғанлиғиға әмәс, «Әйсаниң исми үчүн шәрмәндилик тартқиниға хошал» болған (Әлчиләр 5:41).

19 Бүгүнки күндиму Худаниң хәлқи Әйсаниң исми үчүн азап чәккәндә, буниңға хурсәнлик билән чидайду (Яқуп 1:2—4ни оқуң). Әлчиләргә охшаш, бизму азап чәккәнлигимизгә яки тәқипкә дуч кәлгәнлигимизгә хошал болмаймиз. Бирақ Йәһваға садиқ болуп қалсақ, У қийинчилиққа сәвир-тақәт қилишимиз үчүн бизгә җасурлуқ бериду. Хенрик Дорник исимлиқ қериндаш билән униң акисиниң мисалини көрүп чиқайли. 1944-жилниң август ейида улар мәһбуслар лагериға әвәтилгән. Қарши чиққучилар улар һәққидә: «Уларни бир нәрсини қилишқа мәҗбурлаш мүмкин әмәс. Улар азап чәккәнлигигә хошал болиду»,— дәп ейтқан. Хенрик мундақ дәйду: «Әлвәттә, мән азап чекишни халимиған едим. Лекин Йәһваға садиқ болуп қелиш үчүн қийин әһвалда җасур болғанлиғимға хошал болдум. Қизғин дуалирим мени Йәһваға техиму йеқинлаштурди. Йәһва Өзиниң ишәнчлик Ярдәмчи екәнлигини испатлиди».

20. Бәхитлик Худайимиз Йәһваға хизмәт қилиш немә үчүн бизни бәхитлик қилиду?

20 Әгәр «бәхитлик Худа» Йәһваниң қәлбини хошал қилсақ, тәқипкә яки аилимизниң қаршилиғиға дуч кәлсәкму, бирәр ағриққа гириптар болсақму яки қерисақму, бәхитлик болалаймиз (Тимотийға 1-хәт 1:11). Шуниң билән «ялған ейталмайдиған» Худайимиз бизгә мол бәрикәт төкүшни вәдә қилғанлиқтин, өзүмизни бәхитлик һис қилимиз (Титқа 1:2). Йәһва Өз вәдилирини әмәлгә ашурғанда, һазирқи қийинчилиқларни есимизгиму алмаймиз. Әмәлийәттә, биз җәннәттики һаятниң қанчилик әҗайип болидиғанлиғини вә биз өзүмизни қанчилик бәхитлик һис қилидиғанлиғимизни һәтта тәсәввур қилалмаймиз! Һә, биз арамбәхшниң чәксизлигидин һузурлинимиз (Зәбур 37:11).