Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Һәммигә Қадир Худа һис-туйғулиримизни чүшиниду

Һәммигә Қадир Худа һис-туйғулиримизни чүшиниду

«[Йәһва] бизниң тәркивимизни билгәч, бизниң топа екәнлигимизни әстә тутиду» (ЗӘБУР 103:14).

НАХШИЛАР: 51, 9

1, 2. а) Йәһваниң адәмләргә болған муамилиси бу дуниядики һоқуққа егә кишиләрниң муамилисидин қандақ пәриқлиниду? ә) Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?

 ҺОҚУҚҚА ЕГӘ болған көп адәмләр хәлиқ үстидин рәһимсизлик билән һөкүмранлиқ қилиду, һәтта уларни хорлайду (Мәтта 20:25; Вәз 8:9). Йәһва болса бизни һечқачан хорлимайду! У Һәммигә Қадир вә каинаттики әң қудрәтлик Шәхс болсиму, намукәммәл адәмләрниң һис-туйғулириға көңүл бөлиду. Йәһва һис-туйғулиримиз билән еһтияҗлиримизни чүшинидиған, меһрибан вә ғәмхорчан Худа. У бизниң мүмкинчилигимиз чәклик вә намукәммәл инсанлар екәнлигимизни билиду. Шуңа У биздин қолумиздин кәлмәйдиған ишларни қилишни тәләп қилмайду (Зәбур 103:13, 14).

2 Муқәддәс китапта Йәһва Өз хизмәтчилиригә көңүл бөлидиғанлиғи йезилған. Келиңлар, һазир үч мисални көрүп чиқайли. Биринчи, Йәһва алий роһаний Елиға һөкүм хәвирини йәткүзүш үчүн яш Самуилға меһрибанлиқ билән ярдәм бәргән. Иккинчи, Муса Исраил хәлқини Мисирдин елип чиқиш тапшуруғини рәт қилғанда, Йәһва униңға сәвирчанлиқ көрсәткән. Үчинчи, Йәһва Мисирдин чиққан исраиллиқларға ғәмхорлуқ қилған. Бу мисаллардин Йәһва һәққидә немини үгинимиз вә Униңдин қандақ үлгә алалаймиз?

ЙӘҺВА ЯШ САМУИЛҒА ҒӘМХОРЛУҚ ҚИЛҒАН

3. Бир күни ахшими Самуил билән қандақ алаһидә иш йүз бәргән? Бу һәққидә биздә қандақ соал пәйда болуши мүмкин? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

3 Самуил Муқәддәс чедирда кичик чеғидин башлап хизмәт қилған (Самуилниң 1-язмиси 3:1). Бир күни ахшими алаһидә бир иш йүз бәргән a (Изаһәткә қараң.) (Самуилниң 1-язмиси 3:2—10ни оқуң). Самуил бирсиниң униң исмини атап чақирғанлиғини аңлиған. У яшанған алий роһаний Ели чақириватиду дәп ойлап қалған. Шуңа у сәкрәп туруп, Елиниң йениға жүгрәп берип: «Мени чақирғандиңиз, мана мән!»— деди. Лекин Ели униңға: «Яқ, сени мән чақирмидим»,— дәп җавап бәргән. Бу вәзийәт йәнә икки қетим тәкрарланғанда, Ели Худаниң Өзи Самуилни чақирғанлиғини чүшәнгән. Шуңа у Самуилға қандақ җавап бериш керәклигини үгитиду вә Самуил униң гепигә кириду. Немә үчүн Йәһва Самуилға Өзи сөзләватқанлиғини бирдин ейтмиған? Муқәддәс китапта бу һәққидә һечнемә йезилмиған. Амма Йәһва Самуилниң һис-туйғулириға көңүл бөлгәнликтин, шундақ қилған болуши мүмкин.

4, 5. а) Самуил Йәһва бәргән тапшуруқни аңлиғанда өзини қандақ һис қилған? ә) Бу вақиәдин Йәһва һәққидә немини билимиз?

4 Самуилниң 1-язмиси 3:11—18ни оқуң. Тәврат қануни бойичә, балилар чоңларни, болупму һоқуққа егә кишиләрни һөрмәтлиши керәк еди (Чиқиш 22:28; Лавийлар 19:32). Шуңа яш Самуилниң Елиға берип, Худаниң Елиға вә униң аилисигә қарши чиқарған һөкүмини ейтиш қанчилик қийин болғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Язмиларда Самуил көргән вәһийини Елиға ейтишқа қорққанлиғи йезилған. Лекин Йәһва Самуилни Өзи чақирғанлиғини Елиға ениқ көрсәткән. Ели Самуилниң униңдин һечнәрсини йошурмай, Худаниң һәммә сөзини ейтип беришини сориған. Самуил Елиға қулақ селип, «һәммә сөзни дәп бәрди».

5 Бу хәвәр Ели үчүн йеңилиқ болмиған, чүнки буниңдин авал «Худаниң бир адими» Елиға шуниңға охшаш хәвәрни йәткүзгән (Самуилниң 1-язмиси 2:27—36). Бу вақиәдин Йәһваниң һис-туйғуларға көңүл бөлидиған вә дана Худа екәнлигини билимиз.

6. Худаниң яш Самуилға ярдәм бәргәнлигидин қандақ савақ алалаймиз?

6 Яшлар, Самуилниң вақиәсидин Йәһваниң қийинчилиқлириңлар вә һис-туйғулириңларни чүшинидиғанлиғи көрүниду. Мәсилән, сиз тартинчақ болуп, чоңларға вәз қилиштин уюлишиңиз яки тәңдашлириңиздин пәриқлинишни халимаслиғиңиз мүмкин. Йәһваниң сизгә ярдәм беришни халайдиғанлиғиға ишәнчиңиз камил болсун. Шуңа, Йәһваға дуа қилип, Униңға ич-бағриңизни төкүң (Зәбур 62:8). Самуилға охшаш Муқәддәс китаптики яшларниң үлгилири һәққидә чоңқур мулаһизә қилип көрүң. Өзүңиз демәтлик яки йеши чоңирақ қериндашлар билән сөһбәтлишип көрүң. Бәлким, улар сизниңкигә охшаш қийинчилиқларни йәңгәнду. Улар Йәһваниң өзлиригә күтүлмигән усулда ярдәм бәргәнлиги һәққидә ейтип бериши мүмкин.

ЙӘҺВА МУСАҒА ҒӘМХОРЛУҚ ҚИЛҒАН

7, 8. Йәһва Мусаниң һис-туйғулириға көңүл бөлгәнлигини қандақ көрсәткән?

7 Муса пәйғәмбәр 80 яшта болғанда, Йәһва Худа униңға наһайити қийин тапшурма бәргән. У Исраил хәлқини Мисир қуллуғидин азат қилиши керәк еди (Чиқиш 3:10). Бу Муса үчүн күтүлмигән тапшурма болған болуши мүмкин. Сәвәви буниңдин бурун у Мидиан йеридә 40 жил давамида падичи болған. Муса Йәһваға: «Мән Мисир падишасиниң алдиға берип, исраилларни Мисирдин елип чиқалайдиған қанчилик чоң адәм едим?»— дегән. Йәһва Мусани мустәһкәмләп: «Мән сениң билән болумән»,— дәп җавап қайтурған (Чиқиш 3:11, 12). Шуниң билән Йәһва Мусаға исраиллиқ ақсақаллар чоқум «авазиңни тиңшайду» дәп вәдә қилған. Шундақ болсиму Муса: «Әгәр улар маңа ишәнмәй, сөзүмгә қулақ салмисичу?»— дәп сориған (Чиқиш 3:18; 4:1). Бу сөзлири билән Муса Худаниң хаталашқанлиғини ейтқандәк болған. Амма Йәһва Мусаға сәвирчанлиқ көрсәткән. Худа һәтта униңға мөҗүзиләрни қилишқа күч бәргән. Муқәддәс китапта тилға елинған адәмләрниң арисида Муса шундақ күчкә егә болған биринчи инсандур (Чиқиш 4:2—9, 21).

8 Муса бу тапшурмидин баш тартиш үчүн йәнә баһанә издәп, өзиниң сөзгә чевәр әмәслигини ейтқан. Шу чағда Худа униңға: «Мән саңа сөзмәнлик әта қилимән. Немә дейишиң керәклигини Мән саңа үгитимән»,— дегән. Әнди Муса Йәһваға ишинип, тапшурмини орунлашқа тәйяр болғанму? Яқ, у өзиниң орниға башқа бирсини әвәтишни сориған. Йәһваниң буниңға аччиғи кәлсиму, У Мусадин баш тартмиған. У униң һис-туйғулириға көңүл бөлүп, Мусаниң орниға сөзләшни Һарунға тапшурған еди (Чиқиш 4:10—16).

9. Йәһваниң сәвирчан вә меһрибан болғанлиғи Мусаға яхши йолбашчи болушқа қандақ ярдәм бәрди?

9 Бу вақиәдин Йәһва һәққидә немини үгинимиз? Йәһва Һәммигә Қадир болғачқа, Мусани қорқутуп, уни бу тапшурмини қилишқа мәҗбурлалатти. Бирақ Йәһва ундақ қилмай, әксичә сәвирчанлиқ вә меһрибанлиқ көрситип, Өзиниң кәмтәр хизмәтчисигә яр-йөләк болушқа вәдә бәргән. Бу Мусаға тәсир қилдиму? Һә, Муса Исраил хәлқиниң әҗайип йолбашчиси болған. У Йәһвадин үлгә елип, башқиларға юмшақ муамилә қилишқа вә уларниң һис-туйғулириға көңүл бөлүшкә тиришқан (Санлар 12:3).

Башқилар билән муамилә қилғанда, Йәһвадин үлгә аламсиз? (10-абзацқа қараң)

10. Йәһвадин үлгә елип башқиларниң һис-туйғулириға көңүл бөлсәк, буниңдин қандақ пайда алимиз?

10 Биз буниңдин қандақ савақ алалаймиз? Әгәр сиз аилә беши, ата-ана яки ақсақал болсиңиз, сиз һоқуққа егә. Шу сәвәптин сиз Йәһвадин үлгә елип, аялиңиз, балилириңиз вә җамаәттики қериндашларниң һис-туйғулириға көңүл бөлүшиңиз һәм уларға меһрибан вә сәвирчан болушиңиз бәк муһим (Колосилиқларға 3:19—21; Петрусниң 1-хети 5:1—3). Әгәр сиз Йәһва билән Әйсани үлгә қилсиңиз, сизгә мураҗиәт қилиш вә сиз билән параңлишиш башқилар үчүн асан болиду. Шу чағда сиз уларға илһам берәләйсиз (Мәтта 11:28, 29). Шундақла сиз уларға яхши үлгә көрситәләйсиз (Ибранийларға 13:7).

КҮЧ-ҚУДРӘТЛИК АММА ҒӘМХОРЧАН ҚУТҚАЗҒУЧИ

11, 12. Исраиллиқлар өзлирини бехәтәр һис қилиши үчүн Йәһва немә қилған?

11 Б.м.и. 1513-жили Мисирдин чиққан исраилларниң сани 3 миллиондин ошуқ болған болуши мүмкин. Уларниң арисида балилар, яшанғанлар, аҗиз вә ағриқ адәмләрму болған. Мундақ чоң хәлиқ ғәмхорчан вә әһвалини чүшинидиған Йолбашчиға муһтаҗ еди. Йәһва Муса арқилиқ нәқ шундақ Йолбашчи болғанлиғини испатлиған. Нәтиҗидә исраиллиқлар өйүмиз дәп һесаплиған ялғуз җайни ташлап кетиштин һеч қорқмиған (Зәбур 78:52, 53).

12 Исраиллиқлар өзлирини бехәтәр һис қилиши үчүн Йәһва немә қилған? У хәлиқни Мисирдин «һәрбий тәртиптә» чиқарған (Чиқиш 13:18). Шундақ уюштурулғанлиғидин улар Йәһваниң һәммини контрол қилғанлиғини ениқ көрәләтти. Шуниң билән Йәһва уларни күндүздә булут вә кечидә от нури арқилиқ йетәкләп, һимайә қилғанлиғини вә ярдәм бәргәнлигини әсләткән (Зәбур 78:14). Хәлиқ мундақ тәсәллигә муһтаҗ болған, чүнки алдида уларни бир алаһидә вақиә күткән.

Қизил деңизниң йенида Йәһва исраиллиқларға қандақ ғәмхорлуқ көрсәткән? (13-абзацқа қараң)

13, 14. а) Қизил деңизниң йенида Йәһва исраилларға қандақ ғәмхорлуқ қилған? ә) Йәһва Өзиниң мисирлиқлардин аллиқачан күчлүк екәнлигини қандақ көрсәткән?

13 Чиқиш 14:19—22ни оқуң. Өзүңизниң Исраил хәлқи билән болғанлиғиңизни тәсәввур қилип көрүң. Кәйниңиздә пирәвнниң қошунлири, алдиңизда болса Қизил деңиз. Сиз худди тузаққа чүшкәндәк. Лекин шу чағда Худа һәрикәт қилишқа башлайду: хәлиқниң алдида турған булут түвриги кәйнигә йөткилиду. Әнди булут түвриги силәрниң вә мисирлиқларниң арисида туриду. Мисирлиқлар турған тәрәп қараңғулуқта, силәр тәрәп йоруқлуқта. Кейин сиз Мусаниң қолини деңиз тәрәпкә узатқанлиғини көрисиз. Шу чағда шәриқтин қаттиқ боран чиқип, деңизниң башқа тәрипигә кәң йол ачиду. Шуңа сиз, аилиңиз, маллириңиз пүтүн хәлиқ билән биллә тәртип бойичә деңизниң түви билән маңисиз. Сиз деңиз түвиниң патқақ вә тейилғақ әмәс, әксичә қуруқ вә қаттиқ екәнлигини көрүп, һаң-таң болисиз. Нәтиҗидә һәтта әң аста маңғанлар деңизниң башқа тәрипигә аман-есән өтиду.

14 Чиқиш 14:23, 26—30ни оқуң. Шу пәйттә тәкәббур вә ахмақ пирәвн кәйниңларға чүшиду. Муса йәнә бир қетим қолини деңиз тәрәпкә узатқанда, икки тәрәптики су әслигә келип, пирәвн билән униң қошунлирини бесивалиду. Уларниң һечбири аман қалмайду! (Чиқиш 15:8—10).

15. Бу вақиәдин Йәһва һәққидә немини билдиңиз?

15 Бу вақиәдин Йәһва һәққидә йәнә бир нәрсини биливалимиз. Йәһва — тәртипниң Худаси вә У һәммини әҗайип уюштуриду. Шу сәвәптин, биз өзүмизни бехәтәр һис қилалаймиз (Коринтлиқларға 1-хәт 14:33). Қойлирини яхши көридиған вә улардин хәвәр алидиған падичиға охшаш, Йәһва өз хәлқигә әмәлий усулларда ғәмхорлуқ қилиду. У хизмәтчилирини дүшмәнләрдин қоғдайду. Буни билгинимиз мошу дунияниң ахири йеқинлишиватқансири, җенимизға арамбәхш етип, тәсәлли бериду (Пәнд-нәсиһәтләр 1:33).

16. Йәһваниң Исраил хәлқини қандақ қутқузғанлиғини үгинишниң қандақ пайдиси бар?

16 Йәһва бүгүнки күндиму өз хәлқигә топ сүпитидә ғәмхорлуқ қилиду. У уларға Өзи билән яхши мунасивәттә болушқа ярдәм бериду вә уларни дүшмәнләрдин қоғдайду. Пат арида болидиған бүйүк апәт вақтидиму У шундақ қилиду (Вәһий 7:9, 10). Шуңа яш яки қери, сақ-саламәт яки ағриқ болушимиздин қәтъийнәзәр, биз Худаниң хәлқи сүпитидә бүйүк апәт вақтида қорқунучқа берилип һодуқмаймиз b (Изаһәткә қараң.). Әксичә, биз тамамән башқичә инкас қайтуримиз. Биз Әйсаниң: «Қәддиңларни руслап, башлириңларни көтириңлар, чүнки силәрниң қутулушиңлар йеқинлишиватиду»,— дегән сөзлирини әстә тутимиз (Луқа 21:28). Һәтта пирәвндин күчлүгирәк болған милләтләр иттипақини билдүридиған Гог (Йәҗүҗ) һуҗум қилғандиму, Худа хәлқи Йәһваниң қутқузидиғанлиғиға ишиниду (Әзәкиял 38:2, 14—16). Немә үчүн? Сәвәви улар Йәһваниң өзгәрмәйдиғанлиғини билиду. Шу чағда У Өз хәлқиниң көйүмчан вә ғәмхор Қутқазғучиси екәнлигини испатлайду (Йәшая 26:3, 20).

17. а) Йәһваниң Өз хәлқигә ғәмхорлуқ қилғанлиғи һәққидики Язмилардики вақиәләрдин қандақ пайда алимиз? ә) Келәрки мақалидә немини муһакимә қилимиз?

17 Бу мақалидә биз Йәһваниң Өз хизмәтчилирини йетәклигәндә, қутқузғанда вә ғәмхорлуқ қилғанда, адәмләрниң һис-туйғулириға көңүл бөлгәнлигини вә меһрибанлиқ көрсәткәнлигини көрүп чиқтуқ. Язмилардики буниңға охшаш вақиәләр тоғрисида мулаһизә қилғанда, бурун байқимиған тәпсилатларға диққәт ағдуруп, Йәһва һәққидә йеңи нәрсиләрни биливелишкә тиришиң. Йәһваниң есил пәзиләтлири һәққидә көпирәк билгәнсири, Униңға болған меһир-муһәббитиңиз вә етиқадиңиз күчийиду. Келәрки мақалидә биз аилә әзалиримиз, җамаәттикиләр һәм вәз хизмитидә учритидиған адәмләрниң һис-туйғулириға көңүл бөлүш арқилиқ Йәһвадин қандақ үлгә алалайдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.

a Йәһудий тарихчи Иосиф Флавийниң ейтишичә, шу чағда Самуил 12 яшта болған еди.

b Һар-Магедонда аман қалғанларниң бәзилири аҗиз яки имканийити чәклик болуши мүмкин дәп хуласә қилиш мәнтиқий. Әйса йәрдә болғанда, «һәрқандақ кесәлни һәм һәрқандақ мағдирсизлиқни сақайтти». Бу униң Һар-Магедондин өткәнләр үчүн немә қилидиғанлиғини көрситиду (Мәтта 9:35). Тирилдүрүлгәнләр сағлам тәнгә егә болиду.