38-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Течлиқ мәзгилидин даналиқ билән пайдилиниң
«Зиминда хатирҗәмлик һөкүм сүрүп, шу жиллири униңда урушлар болмиди» (ТАР. 2-ЯЗ. 14:6).
144-НАХША Һаят беридиған хәвәр
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Йәһва Худаға қайси вақитта хизмәт қилиш қийин болуши мүмкин?
СИЗНИҢЧӘ, Йәһва Худаға қайси мәзгилдә хизмәт қилиш қийинирақ? Қийинчилиқлар көп болған чағлардиму яки течлиқ мәзгилидиму? Көп қийинчилиқлар билән дуч кәлгәндә, Йәһва Худаға тайиниш қийин әмәс. Амма һаятимиз теч-хатирҗәм кетиватқан чағдичу? Шундақ вақитларда, Йәһва Худаға хизмәт қилишниң муһимлиғини унтуп қелишимиз мүмкин. Йәһва Худа Исраил хәлқини шундақ бу хәтәрдин агаһландурған (Қ. шәр. 6:10—12).
2. Аса падиша қандақ үлгә қалдурған?
2 Аса падиша Йәһваға пүтүнләй тайинип, дана һәрикәт қилишта яхши үлгә қалдурған. У Йәһваға пәқәт қийин вақитларда әмәс, теч-аманлиқ болған мәзгилдиму ибадәт қилған. «Асаниң жүриги Йәһваға пүтүн өмри садиқ еди» (Пад. 1-яз. 15:14). Йәһудадики сахта ибадәтни йоқ қилип, Аса өзиниң Йәһваға пүтүн қәлби билән хизмәт қилғанлиғини испатлиған. Муқәддәс китапта йезилғандәк, «у ят егизликләрни мәнъий қилип, һәйкәлләрни һәм Аштаротниң тәсвирлирини чеқип ташлиди» (Тар. 2-яз. 14:3, 5). У һәтта өзиниң момиси Маакани ханишлиқ мәртивисидин чүшүрүвәтти. Немә үчүн? Чүнки у кишиләрни сахта илаһларға ибадәт қилишиға дәвәт қилған еди (Пад. 1-яз. 15:11—13).
3. Бу мақалидә биз немини көрүп чиқимиз?
3 Аса пәқәтла бутларни йоқ қилипла қоймиған. У Йәһуда падишалиғидики хәлқиниң Йәһваға қайтишиға ярдәм бәргән. Йәһва Худа падиша Асани вә инсанларни бәрикәтләп, уруш болмиған теч-хатирҗәм турмушқа ериштүргән b. Муқәддәс китапта, Аса һөкүмранлиқ қилған мәзгилдә «10 жил арамхуда яшиди», дәп йезилған (Тар. 2-яз. 14:1, 4, 6). Бу мақалидә, падиша Аса течлиқ мәзгилидин қандақ пайдиланғанлиғини көрүп чиқимиз. Кейин биринчи әсирдики Худаниң хизмәтчилири Асаға охшаш, течлиқ мәзгилидин қандақ пайдиланғанлиғини көрүмиз. Ахирида биз мону соалға җавап алимиз: әгәр сизниң Йәһва Худаға әркин-азадә ибадәт қилиш мүмкинчилигиңиз болса, бу пурсәттин қандақ үнүмлүк пайдилиналайсиз?
АСА ТЕЧЛИҚ МӘЗГИЛИДИН ДАНАЛИҚ БИЛӘН ПАЙДИЛАНҒАН
4. Тарихнамә 2-язма 14:2, 6, 7-айәтләргә асасән, падиша Аса течлиқ мәзгилидин қандақ дана пайдиланған?
4 Тарихнамә 2-язма 14:2, 6, 7ни оқуң. Падиша Аса хәлиқкә арамлиқни Йәһва Худаниң бәргәнлигини ейтқан. Аса бу қол қоштуруп дәм алидиған вақит дәп қаримиған. Әксинчә, у шәһәрләрни, сепил тамларни, мунарларни вә дәрвазларни салған. У Йәһуда хәлқигә «Худа бизгә течлиқ бәрди», дәп ейтқан. Аса немә демәкчи болған? Аса Худа уларға бәргән зиминда, өзлириниң һечбир дүшмәнниң қаршилиғисиз әркин-азадә қурулуш ишлирини қилалайдиғанлиғини нәзәрдә тутқан. У хәлиқни мошу течлиқ мәзгилидин үнүмлүк пайдилинишқа дәвәт қилған.
5. Аса падиша немә үчүн өз әскәрлирини күчәйткән?
5 Буниңдин башқа, Аса течлиқ мәзгилидин пайдилинип өз әскәрни күчәйткән (Тар. 2-яз. 14:8). Буниңдин Аса Йәһваға таянмиған, дәп хуласә чиқиришқа боламду? Яқ. Әксичә, Аса падиша сүпитидә хәлиқниң келәчәктики қийинчилиқларға тәйярлинишиға ярдәм бериши керәклигини чүшәнгән. Аса падиша исраиллар һузурланған течлиқ мәзгилиниң мәңгү давамлашмайдиғанлиғини билгән. Нәтиҗидә, дәл шундақ болуп чиққан еди.
БИРИНЧИ ӘСИРДИКИ МӘСИҺИЙЛӘР ТЕЧЛИҚ МӘЗГИЛИДИН ДАНАЛИҚ БИЛӘН ПАЙДИЛАНҒАН
6. Биринчи әсирдики Худаниң хизмәтчилири течлиқ мәзгилидин қандақ пайдиланған?
6 Биринчи әсирдики Худаниң хизмәтчилири пат-пат зиянкәшликкә учрисиму, уларниңму течлиқ мәзгилири болған еди. Улар шундақ пурсәтлиридин қандақ пайдиланған? Худаниң шу садиқ хизмәтчилири хуш хәвәрни тинмай вәз қилған. Әлчиләр китавида йезилғандәк, улар Йәһва Худаниң йолида маңған. Улар хуш хәвәрни вәз қилишни давамлаштурған. Нәтиҗисидә, уларниң сани күндин-күнгә көпәйгән. Ениқки, уларниң течлиқ мәзгилидин қилған вәз хизмитини Йәһва Худа мол бәрикәтлигән (Әлч. 9:26—31).
7, 8. Әлчи Паул вә башқилар қайси пурсәтни қолдин бәрмигән? Чүшәндүрүп бериң.
7 Биринчи әсирдә яшиған Худаниң хизмәтчилири хуш хәвәрни җакалашниң һечбир пурситини қолдин бәрмигән. Мәсилән, әлчи Паул Әфәс шәһири үчүн ишикниң кәң ечилғанлиғини чүшәнгәндә, у шу шәһәрдә вәз қилиш вә шагирт тәйярлаш пурситидин яхши пайдиланған (Кор. 1-х. 16:8, 9).
8 Милади 49-жили, Йерусалимда әлчиләр билән ақсақаллар хәтнә қилиш мәсилиси тоғрилиқ қарар чиқарғанда, Паул билән башқа қериндашлар нурғун адәмләргә вәз қилалиған (Әлч. 15:23—29). Бу қарар җамаәтләргә хәвәр қилинғанда, етиқатдашларниң һәммиси тиришип, хуш хәвәрни җакалиған (Әлч. 15:30—35). Буниң нәтиҗиси қандақ болған? Муқәддәс китапта, «җамаәтләр күндин күнгә көпийип, етиқатта мустәһкәмләнди», дәп йезилған (Әлч. 16:4, 5).
ҺАЗИР ТЕЧЛИҚ МӘЗГИЛИДИН ДАНАЛИҚ БИЛӘН ПАЙДИЛИНИҢ
9. Нурғун дөләтләрдә әһвал қандақ вә биз өзүмизгә қандақ соал қоялаймиз?
9 Бүгүнки күндә нурғун дөләтләрдә Йәһва гувачилири әркин-азадә вәз қилалайду. Сиз шундақ дөләтләрниң биридә яшаватамсиз? Шундақ болса, өзүңизгә мундақ соал қоюп көрүң: мән бу әркинликтин қандақ пайдилиниватимән? Кишини һаяҗанға салидиған бу ахирқи күнләрдә, Йәһва Худаниң тәшкилати тарихида болуп бақмиған кәң көләмлик вәз ейтиш вә шагиртларни тәйярлаш паалийитини елип бармақта (Марк 13:10). Худа хәлқиниң нурғун пүрсәтлири бар.
10. Тимотийға 2-хәт 4:2-айәт бизни немә қилишқа дәвәт қилиду?
10 Сиз Йәһваға әркин-азадә ибадәт қилалайдиған течлиқ мәзгилидин қандақ үнүмлүк пайдилиналайсиз? (Тимотийға 2-хәт 4:2ни оқуң). Сиз яки аилә әзалириңизниң бири көпирәк вәз қилиш, һәтта пионер болуп хизмәт қилишқа күч қошаламсиз? Өз шараит вә вәзийитиңлар тоғрилиқ ойлап беқиңлар. Һазир байлиқ вә маддий нәрсиләрни топлайдиған вақит әмәс. Чүнки мал-дуниялиримиз биз билән биргә дәһшәтлик балаю апәттин өтмәйду (Пәнд н. 11:4; Мәт. 6:31—33; Йоһ. 1-х. 2:15—17).
11. Хуш хәвәрни мүмкинқәдәр көпирәк адәмләр аңлиши үчүн бәзи қериндашлар немә қилған?
11 Нурғун вәз ейтқучилар башқиларға Йәһва һәққидә билишкә ярдәм бериш үчүн йеңи тилни үгәнгән. Худаниң тәшкилати барғансири көп тилларда Муқәддәс китапқа асасланған әдәбиятларни чиқирип, ярдәм бериватиду. Мәсилән, 2010-жилида бизниң әдәбиятлиримиз тәхминән 500 тилға тәрҗимә қилинған. Һазир болса, 1000дин көпирәк тилларға тәрҗимә қилиниватиду.
12. Хуш хәвәрни ана тилида аңлаш адәмләргә қандақ тәсир қилиду? Мисал кәлтүрүң.
12 Адәмләр Муқәддәс китаптики хәвәрни өз ана тилида аңлиғанда, бу уларға қандақ тәсир қилиду? Теннеси штатиниң Мемфис шәһиридә өткүзүлгән конгрессқа қатнашқан бир қериндашниң мисалини көрүп чиқайли. Бу конгресс киньяруанда тилида өткүзүлгән. Бу тилда асасән Руанда, Конго (Киншаса) вә Угандида сөзләйду. Конгресстин кейин ана тили киньяруанда тили болған бир қериндаш мундақ дәйду: «Мән Қошма Штатлириға 17 жил бурун көчүп кәлгән. Тунҗа қетим конгрессниң программисини толуқ чүшәндим». Ениқки, қериндаш программини өз ана тилида тиңшиғачқа, бу униң жүригигә қаттиқ тәсир қилған. Шараитиңиз яр бәрсә, территорияңиздики адәмләргә ярдәм бериш үчүн башқа тилни үгинәләмсиз? Бәлким райониңиздики бәзи адәмләр хуш хәвәрни ана тилида тиңшиғанда хошал болидиғанду? Сизниң тиришчанлиғиңиз чоқум мол бәрикәткә ериштүриду.
13. Россиядики қериндашлар течлиқ мәзгилидин қандақ пайдиланған?
13 Бәзи қериндашларниң әркин-азадә вәз қилиш мүмкинчилиги йоқ. Бәзи дөләтләрдә һөкүмәт вәз паалийитимизни чәклигәчкә, етиқатдашлар әркин-азадә вәз қилалмайду. Мәсилән, Россиядики қериндашлиримиз нурғун жиллар зиянкәшликни бешидин өткүзгән. Кейин 1991-жил, март ейида һөкүмәт Йәһва гувачилириниң паалийити үчүн рәсмий қанунлуқ рухсәт бәргән. Шу вақитта Россиядә 16000ға йеқин вәз ейтқучилар болған. Жигирмә жилдин кейин бу сан 160000ға көпәйди. Дәрһәқиқәт, қериндашлиримиз әркин-азадә вәз қилалиған шу мәзгилдин даналиқ билән пайдиланған. Бирақ бу вақит узаққа созулмиди. Лекин вәзийәт өзгәргән болсиму бу қериндашлиримизниң Йәһваға пак ибадәт қилиш қизғинлиғини совуталмиди. Улар қолидин кәлгиничә Йәһваға вәз хизмәт қилишни давамлаштурмақта.
ТЕЧЛИҚ ВАҚТИ УЗУНҒА ДАВАМЛАШМАЙДУ
14, 15. Йәһва Худа падиша Асаға ярдәм бериш үчүн Өз күчини қандақ көрсәткән?
14 Асаниң заманидики течлиқниң ахирлишиш вақти йетип кәлгән еди. Бир миллиондин көпирәк әскәрләр билән Эфиопияниң күчлүк қошуни Йәһудийә падишалиғиға һуҗум қилип кәлди. Уларниң әскәрбеши Зәрәһ ғәлибә қазинидиғанлиғиға ишәнч қилған еди. Амма падиша Аса әскәрлириниң саниға әмәс, Худаси Йәһваға таянған. Аса мундақ дуа қилған еди: «Йәһва! Сән үчүн күчлүккә яки аҗизға ярдәм бериштә пәриқ йоқ. Худайимиз Йәһва, бизгә ярдәм қилғина, чүнки биз Саңа ишинимиз һәм Сениң исмиңға тайинип, мону көпчиликкә қарши чиқтуқ» (Тар. 2-яз. 14:11).
15 Эфиопия қошуни Асаниң қошунлиридин икки һәссә көп болсиму, Аса Йәһва Худаниң қоли күчлүк екәнлигини вә Униң Өз хәлқигә ярдәм берәләйдиғанлиғини билгән еди. Йәһва Худа Эфиопия қошунини һалақ қилип, Өз хәлқини қутқазған (Тар. 2-яз. 14:8—13).
16. Течлиқ мәзгилиниң узаққа созулмайдиғанлиғини нәдин билимиз?
16 Келәчәктә шәхсән һәрбиримиз қандақ вәзийәткә дуч келидиғанлиғимизни ениқ билмисәкму, амма Йәһваниң хизмәтчилири һузурлиниватқан течлиқ мәзгилиниң узунға созулмайдиғанлиғини билимиз. Әмәлийәттә, Әйса Мәсиһ ахир заманда униң шагиртлирини барлиқ хәлиқләр өч көридиғанлиғини алдин-ала ейтқан (Мәт. 24:9). Әлчи Паулму: «Әйса Мәсиһниң йолида меңип, Худаға йеқин яшашни халайдиғанларниң һәммиси зиянкәшликкә учрайду»,— дәп ейтқан (Тим. 2-х. 3:12, ЙД). Шәйтан қәһәр-ғәзәпкә толди, әгәрдә биз униң ғәзивидин қечип қутулалмаймиз дәп хиял қилип жүрсәк, өз-өзүмизни алдиған болумиз (Вәһ. 12:12).
17. Етиқадимиз қандақ синилиду?
17 Йеқин келәчәктә һәрбиримизниң иман-етиқади синилиду. Пат йеқинда һечқачан болмиған вә һечқачан болмайдиған дәһшәтлик балаю апәт йүз бериду (Мәт. 24:21). Шу вақитта уруқ-туққанлиримиз бизгә қарши чиқиши вә паалийитимиз мәнъий қилиниши мүмкин (Мәт. 10:35, 36). Һәрбиримиз шәхсән падиша Асадин үлгә елип, Йәһваниң бизгә ярдәм берип, қоғдайдиғанлиғиға ишинимизму?
18. Ибранийларға 10:38, 39-айәтләргә асасән, течлиқ ахирлишидиған вақитта тәйяр болушимизға немә ярдәм бериду?
18 Алдимизда йүз беридиған вақиәләрдә етиқадимиз күчлүк болуши үчүн Йәһва Худа бизни тәйярлаватиду. Биз күчлүк болушимиз үчүн Йәһва Худа садиқ һәм әқил-парасәтлик қул арқилиқ бизгә роһий озуқни өз вақтида бериватиду (Мәт. 24:45). Амма етиқадимизни мустәһкәм тәврәнмәс қилиш үчүн чоқум һәрбиримиз қолумиздин кәлгиничә күч чиқиришимиз керәк (Ибранийларға 10:38, 39ни оқуң).
19, 20. Тарихнамә 1-язма 28:9-айәтни оқуғандин кейин, өзүмизгә қандақ соалларни қоюшимиз муһим вә немә үчүн?
19 Биз Аса падишадин үлгә елип, Йәһвани издишимиз керәк (Тар. 2-яз. 14:4; 15:1, 2). Биз У тоғрилиқ билим елиш вә чөмдүрүлүштин өтүш арқилиқ Йәһва Худани издәшни башлаймиз. Йәһва Худаға болған меһир-муһәббитимизни күчәйтиш үчүн бар күчимизни чиқиримиз. Өзүмизни тәкшүрүш үчүн мундақ соалларни қойсақ болиду: Җамаәт учришишлириға дайим қатнишимәнму? Учришишларда биз Йәһваға давамлиқ хизмәт қилиш үчүн керәклик күчни алимиз вә бир-биримизни илһамландуримиз (Мәт. 11:28). Биз йәнә өзүмиздин: «Мән дайим шәхсий тәтқиқ қилимәнму?»,— дәп сорисақ болиду. Әгәр аилә әзалириңиз билән яшисиңиз, һәр һәптидә аиләвий ибадәтни өткүзиватамсиз? Әгәр техи той қилмиған болсиңиз, аилиңиздә болғандәк, шәхсий тәтқиқ қилиш үчүн вақит бәлгүләп қоюватамсиз? Вәз қилиш вә шагирт тәйярлаш ишиға бар күчиңиз билән қатнишиватамсиз?
20 Өзүмизгә бу соалларни қоюш немә үчүн муһим? Муқәддәс китапта, Йәһва Худаниң бизниң ой-пикирлиримиз вә жүригимизни тәкшүридиғанлиғи йезилған. Шуңа бизму өз-өзүмизни тәкшүрүп көрүшимиз керәк (Тарихнамә 1-язма 28:9ни оқуң). Әгәр мәхситимиз, көзқаришимиз вә ой-пикримизни өзгәртиш керәклигини байқисақ, бу өзгиришләрни қилиш үчүн Йәһва Худадин ярдәм соришимиз керәк. Һазир дәл өзүмизни алдимиздики синақларға тәйярлашниң вақти! Течлиқ мәзгилидин даналиқ билән пайдилинишиңизға һеч нәрсиниң тосалғу болушиға йол бәрмәң!
28-НАХША Йеңи нахша
a Сизниң Йәһва Худаға әркин-азадә ибадәт қилиш мүмкинчилигиңиз барму? Шундақ болса, сиз бундақ течлиқ мәзгилидин қандақ пайдилиниватисиз? Бу мақалидин сиз Йәһуда падишаси Аса вә биринчи әсирдики Худа хизмәтчилиридин қандақ үлгә алалайдиғанлиғиңизни биливалисиз. Улар течлиқ вақтидин даналиқ билән пайдиланған.
b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Течлиқ мәзгили дегән ибарә пәқәт уруш болмайдиған вақитни билдүрмәйду. Бу ибранийчә сөз йәнә сағламлиғи яхши, бехәтәрлик вә параванлиқ дегән мәнаниму билдүриду.
c СҮРӘТЛӘРДӘ: Момиси хәлиқни сахта ибадәткә дәвәт қилғачқа, падиша Аса уни «ханишлиқ мәртивисидин чүшүрүвәтти». Асаниң садиқ тәрәпдарлири униң йетәкчилиги астида сахта бутларни вәйран қилған.
d СҮРӘТЛӘРДӘ: Қизғин вәз хизмәт қилидиған әр-аял һаятини аддийлаштуруп, вәз ейтқучилар аз болған йәрдә хизмәт қилиду.