16-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Давамлиқ төләм қурбанлиғиға миннәтдарлиқ көрситиң
«Инсан Оғлиму... нурғунлар үчүн җенини пида қилип, төләм беришкә кәлди» (МАРК 10:45, ЙД).
149-НАХША Төләм үчүн миннәтдармиз
БУ МАҚАЛИДӘ a
1, 2. Төләм дегән немә вә биз немә үчүн униңға муһтаҗ?
МУКӘММӘЛ инсан Адәм ата гуна садир қилип, пәқәт өзинила әмәс кәлгүсидә туғулидиған балилириниму мәңгүлүк һаяттин мәһрум қилди. Адәм атиниң қилғанлириға һечқандақ баһанә-сәвәп йоқ. Чүнки у қәстән гуна қилған. Ундақта, униң балилиричу? Улар һечқандақ гуна өткүзмигән яки Адәм атини гуна қилишқа дәвәт қилмиған (Рим. 5:12, 14). Адәм ата қилған гунаси үчүн өлүмгә һөкүм қилинған. Амма Йәһва Худа Адәм атиниң пәрзәнтлирини мәңгүлүк һаятқа ериштүрүш үчүн немә қилалайду? Адәм ата гуна қилип узун өтмәй, Йәһва Худа Адәм атиниң миллионлиған кәлгүси әвлатлирини гуна вә өлүмдин қандақ қутқузидиғанлиғини аста-аста ашкарә қилған (Ярит. 3:15). Вақти саати кәлгәндә У Өз Оғлини нурғунлар үчүн җенини пида қилип, төләм беришкә асмандин йәр йүзигә әвәткән еди (Марк 10:45; Йоһ. 6:51).
2 Төләм дегән немә? Муқәддәс китапқа асасланғанда, бу Әйса Адәм ата йоқитип қойғанни қайтурувелиш үчүн төлигән һәқ (Кор. 1-х. 15:22). Биз немә үчүн төләмгә муһтаҗ? Чүнки Йәһваниң адаләтлик өлчәм-қанунлирида җанға җан төләш тәләп қилинған (Чиқ. 21:23, 24). Адәм ата өзиниң мукәммәл һаятини йоқатқан. Худаниң адаләтлик тәливини қанаәтләндүрүш үчүн Әйса өзиниң мукәммәл һаятини қурбан қилған (Рим. 5:17). Шу арқилиқ, Әйса өзиниң төләм қурбанлиғиға ишәнч бағлиғанларниң һәммисигә Мәңгүлүк Ата болди (Йәшая 9:6; Рим. 3:23, 24).
3. Йоһан 14:31 вә 15:13-айәткә асасланғанда, немә үчүн Әйса өз мукәммәл һаятини төләм қурбанлиғиға беришкә тәйяр болған?
3 Әйсаниң асмандики Атисиға вә бизгә болған сөйгү-муһәббити бәк күчлүк болғач, өз һаятини қурбан қилишқа тәйяр болған (Йоһан 14:31; 15:13ни оқуң). Әшу сөйгү-муһәббәт уни Атисиниң ирадисини орунлаш үчүн ахирғичә садиқ қелишни қарар қилишқа дәвәт қилған. Нәтиҗидә, Йәһва Худаниң йәр йүзи вә инсанийәт үчүн қилған әсли мәхситини әмәлгә ашурулатти. Биз бу мақалидә Худаниң немә үчүн Әйсаниң өлүштин бурун шунчә көп азап-оқубәтни баштин кәчүрүшигә йол қойғанлиғини муһакимә қилимиз. Йәнә төләмни қәдирлигән Муқәддәс китапниң бир язғучисиниң мисалини қисқичә көрүп чиқимиз. Ахирида өзүмизниң төләмгә болған миннәтдарлиғимизни қандақ көрситиләймиз вә төләм үчүн Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһкә болған миннәтдарлиғимизни қандақ чоңқурлаштуралайдиғанлиғимизни мулаһизә қилимиз.
НЕМӘ ҮЧҮН ӘЙСА ШУНЧӘ КӨП АЗАП-ОҚУБӘТ ЧӘККӘН?
4. Әйсаниң қандақ өлгәнлигини тәсвирләп бериң.
4 Әйсаниң өлүмидин алдидики әң ахирқи күнини көз алдиңизға кәлтүрүң. Гәрчә Әйсаниң түмән пәриштиләрни өзини қоғдашқа чақириш мүмкинчилиги болсиму, у Рим әскәрлириниң уни тутуп, уруп-соқушиға йол қойди (Мәт. 26:52—54; Йоһ. 18:3; 19:1). Улар Әйсаниң бәдинини кесип яриландуридиған қамчини ишләтти. Кейин улар Әйсаниң қан еқиватқан тенигә түврүк яғачни артип қойди. У җаза мәйданиға шу түврүкни сөрәп маңди. Амма бираз вақиттин кейин, рим әскәрлири бир кишини Әйсаға ярдәм беришкә буйриди (Мәт. 27:32). Әйса җаза мәйданиға йетип кәлгәндә әскәрләр униң пут-қоллирини түврүк яғичиға миқлиди. Түврүк жуқуриға көтүрүлгәндә, Әйсаниң бәдән еғирлиғи миқланған йәрни қаттиқ ағритивәтти. Униң достлири қайғуривататти, аниси көз яш қиливататти. Бирақ йәһудий йетәкчиләр уни заңлиқ қилди (Луқа 23:32—38; Йоһ. 19:25). Әйса бирқанчә саат азапланди. Униң жүриги вә өпкиси ағриғачқа, нәпәс елиш барғансири қийин болди. У әң ахирқи нәпәсидә Йәһваға ахирқи илтиҗасини қилди. Кейин униң беши чүшүп, җан үзди (Марк 15:37; Луқа 23:46; Йоһ. 10:17, 18; 19:30). Бу һәқиқәтән бәкму аста, азап-оқубәтлик, кишини хорлайдиған өлүм болди!
5. Әйса үчүн униң өлтүрүлишидинму бәкирәк немә еғир кәлгән?
5 Әйсаниң өлтүрүлиши униң үчүн әң еғир синақ болмиған. Униң үчүн әң еғир кәлгини, уни өлүмгә һөкүм қилишниң сәвәви болған. Уни күпүрлүк қилған, йәни Худаниң исмиға һөрмәтсизлик қилди, дәп әйиплигән (Мәт. 26:64—66). Күпүрлүк қилди, дәп әйипләш уни бәкму азаплиған. У, Атам мени шундақ хорлиништин сақлап қалиду, дәп үмүт қилған (Мәт. 26:38, 39, 42). Йәһва немә үчүн Өзиниң сөйүмлүк Оғлиниң шундақ азаплинип өлүп кетишигә йол қойған? Төвәндә үч сәвәвини көрүп бақайли.
6. Әйса немә үчүн азап түвригигә есилиши керәк болған?
6 Йәһудийларни ләнәттин азат қилиш үчүн Әйса түврүккә есилиши керәк еди (Гал. 3:10, 13). Йәһудийлар Худаниң қануниға бойсунимиз, дәп вәдә бәргән, бирақ улар вәдисидә турмиғачқа ләнәткә учриған. Буниңдин башқа, улар Адәм атиниң әвладлири болғач өлүмгә лайиқ еди (Рим. 5:12). Худаниң исраилларға чүшәргән қанунида бир киши гуна өткүзсә, өлүмгә лайиқ болуп, өлтүрүлиши керәк болған. Бәзидә шундақ адәмләрниң өлүги түврүк яғачқа есилған b (Қ. шәр. 21:22, 23; 27:26). Шундақ қилип түврүк яғачқа есилған Әйса, йәһудийларни ләнәттин азат қилған вә өзини рәт қилғанларни төләмдин пайдилиниш пурситигә егә қилған.
7. Худа немә үчүн Өз Оғлиниң азап-оқубәт чекишигә йол қойғанлиғиниң иккинчи сәвәви немә?
7 Худа немә үчүн Өз Оғлиниң азап-оқубәт чекишигә йол қойғанлиғиниң иккинчи сәвәвини көрүп бақайли. У Әйсани Баш роһаний сүпитидә кәлгүсидә хизмәт қилишқа тәйярлимақчи болған. Әйса шундақ еғир синаққа дуч кәлгәндә, Худаға бойсунушниң қанчилик қийин екәнлигини баштин өткүзгән. У шунчә көп бесим һис қилғач налә-пәряд вә көз яшлири билән ярдәм сорап дуа қилған. Наһайити ениқки, Әйса шундақ азаплиқ һис-туйғуларни баштин өткүзгәч, у бизниң еһтияҗлиримизни чүшиниду вә биз синақларға дуч кәлгәндә у ярдәм беришкә тәйяр. Йәһва бизгә һисдашлиқ қилидиған меһир-шәпқәтлик Баш роһанийни тәйинлигән. Биз буниң үчүн бәкму миннәтдармиз (Ибр. 2:17, 18; 4:14—16; 5:7—10).
8. Худа немә үчүн Әйсаниң шунчә еғир синақларға дуч келишигә йол қойғанлиғиниң үчинчи сәвәви немә?
8 Үчинчи, Йәһва Худа һәзрити Әйсаниң шунчә қаттиқ азап-оқубәт чекишигә йол қоюш арқилиқ муһим бир соалға җавап бәргән. Кишиләр еғир бир синаққа дуч кәлгәндә, Худаға болған садақәтмәнлигини сақлап қалаламду? Шәйтан: «Яқ»,— дегән. Йәни, инсанлар Худаға өз шәхсий мәнпийәтлири үчүн хизмәт қилиду, дәп җакалиған. У инсанлар худди өз әҗдади Адәм атиға охшаш Йәһваға садақәтмәнликни сақлалмайду, дәп қариған (Аюп 1:9—11; 2:4, 5). Йәһва Худа Өз Оғлиниң садақәтмәнлигигә қәтъий ишәнгән вә инсанлар бәрдашлиқ берәлигидәк дәриҗидә синилишиға йол қойған. Әйса өзиниң садақәтмәнлигини сақлап, Шәйтанниң бир ялғанчи екәнлигини испатлиған.
ТӨЛӘМГӘ БОЛҒАН МИННӘТДАРЛИҒИНИ БИЛДҮРГӘН ШАГИРТ
9. Әлчи Йоһан биз үчүн қандақ үлгә қалдурған?
9 Төләм һәққидики тәлимләр Әйсаниң нурғунлиған шагиртлириниң етиқадини күчәйткән. Улар қаршилиқларға қаримастин вәз қилишни давамлаштурған вә һаятиниң ахириғичә синақларға бәрдашлиқ бәргән. Әлчи Йоһанниң мисалини көрүп бақайли. У тәхминән 60 жилдин көпирәк Әйса Мәсиһ вә төләм һәққидики һәқиқәтни җакалиған. У 100 яшқа йеқинлашқанда, Рим һөкүмити уни наһайити хәтәрлик киши, дәп қариған вә Патмос аралиға сүргүн қилған. У қандақ җинайәт өткүзгән? Худа тоғрилиқ ейтқини вә Әйса һәққидә гувалиқ бәргини үчүн сүргүн қилинған (Вәһ. 1:9). Биз үчүн немә дегән күчлүк иман-етиқат вә чидамлиқниң яхши үлгиси!
10. Йоһан өзи қәләмгә алған язмиларда төләмгә болған миннәтдарлиғини қандақ көрсәткән?
10 Йоһан өзи қәләмгә алған китапларда, у Әйса вә униң төләм қурбанлиғиға болған меһир-муһәббити вә миннәтдарлиғини ипадилигән. У төләм вә төләм арқилиқ егә болидиған пайда-мәнпәәт һәққидә 100 қетимдин көпирәк сөзлигән. Мәсилән, әлчи Йоһан: «Әгәр кимду-бири гуна қилип қойса, биз Атимизда ярдәмчигә — адил Әйса Мәсиһкә егә»,— дегән (Йоһ. 1-х. 2:1, 2). У йәнә Әйса һәққидә гувалиқ беришниң муһимлиғини тәкитлигән (Вәһ. 19:10). Ениқки, Йоһан төләмгә чоңқур миннәтдарлиқ билдүргән. Бизму өз миннәтдарлиғимизни қандақ көрситиләймиз?
ТӨЛӘМГӘ БОЛҒАН МИННӘТДАРЛИҒИМИЗНИ ҚАНДАҚ БИЛДҮРӘЛӘЙМИЗ?
11. Езиқтурушларға қарши турушқа немә ярдәм бериду?
11 Езиқтурушларға қарши туруш. Әгәр биз төләм үчүн һәқиқий миннәтдар болсақ, мундақ ойлимаймиз: «Гуна қилмаслиқ үчүн унчә көп күч чиқиришимниң һаҗити йоқ. Мән өзүм билгәндәк қилимән. Әгәр гуна қилип қойсам, ундақта кәчүрүм сораймән». Әксинчә, биз езиқтурушларға дуч кәлгәндә гуна қилишниң орниға, мундақ десәк болиду: «Яқ! Йәһва Худа вә һәзрити Әйса мән үчүн шунчә көп ишларни қилған турса, мән қандақму шундақ гуна қилай?» Шуниңға мас, биз Йәһвадин күч сорисақ болиду вә У мени аздурулуштин сақлап қалғайсән, дәп йелинсақ болиду (Мәт. 6:13).
12. Йоһанниң 1-хети 3:16—18-айәтләрдә берилгән нәсиһәтләрни қандақ әмәлий қоллиналаймиз?
12 Етиқатдашлириңизға меһир-муһәббәт көрситиң. Биз шундақ меһир-муһәббәтни көрсәткәндә, төләмгә болған миннәтдарлиғимизниму ипадиләләймиз. Немә үчүн? Чүнки Әйса өз һаятини пәқәт биз үчүнла әмәс, бәлки бизниң қериндашлиримиз үчүнму бәргән. Әгәр у һаятини улар үчүн беришкә тәйяр болған болса, демәк униң нәзәридә улар бәкму қәдир-қиммәтлик (Йоһанниң 1-хети 3:16—18ни оқуң). Биз қериндашлиримизға қилған муамилә арқилиқ уларға болған меһир-муһәббитимизни ипадиләләймиз (Әфәс. 4:29, 31—5:2). Мәсилән, улар ағриватқанда яки еғир синаққа дуч кәлгәндә, шуниңдәк тәбиий апәткә учриғанда ярдәм берәләймиз. Бирақ бир қериндишимиз көңүлимизни рәнҗиткәндә немә қилишимиз керәк?
13. Немә үчүн биз кәчүрүмчан болушимиз керәк?
13 Сиз қәлбиңиздә қериндишиңизға адавәт сақлиғанму? (Лав. 19:18). Шундақ болса, мону нәсиһәткә қулақ селиң: «Бир-бириңларни һиммәтлик кәчүрүңлар. Йәһва силәрни һиммәтләрчә кәчүргәндәк, силәрму шундақ кәчүрүңлар» (Кол. 3:13). Һәр қетим қериндашлиримизни кәчүрсәк, асмандики Атимизға төләм қурбанлиғиға һәқиқәтән миннәтдар екәнлигимизни көрситәләймиз. Худаниң мошу соғисиға болған миннәтдарлиғимизни давамлиқ чоңқурлаштуруш үчүн немә қилалаймиз?
ТӨЛӘМГӘ БОЛҒАН МИННӘТДАРЛИҒИҢИЗНИ ЧОҢҚУРЛАШТУРУШ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛАЛАЙСИЗ?
14. Төләмгә болған миннәтдарлиғиңизни чоңқурлаштурушниң бир усули қандақ?
14 Төләм қурбанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүрүң. Һиндистандики 83 яшлиқ қериндишимиз Җоанна мундақ дәйду: «Мениңчә һәр күни дуалиримда төләмни тилға елип, Йәһваға төләм үчүн миннәтдарлиғимни билдүрүш бәкму муһим». Һәр күни дуа қилғиниңизда өткүзгән хаталиғиңизни Йәһваға ейтип бериң вә Униңдин кәчүрүм сораң. Әлвәттә әгәр сиз бир еғир гуна қилған болсиңиз, ақсақалларниң ярдимигә муһтаҗ болисиз. Ақсақаллар сөзүңизни тиңшайду вә меһир-муһәббәт билән Худа Сөзидин дана мәслиһәтләрни көрситип бериду. Улар сиз билән биллә дуа қилип, Йәһвадин сиз үчүн кәчүрүм сорайду. Шу арқилиқ сиз Йәһва билән қайтидин яхши мунасивәт орниталайсиз (Яқуп 5:14—16).
15. Немә үчүн вақит чиқирип, төләм һәққидә оқуп, чоңқур ойлиниш керәк?
15 Төләм һәққидә чоңқур ойлиниң. 73 яшлиқ қериндишимиз Раҗамани: «Әйсаниң азави тоғрисида оқуғинимда, көзлирим яшқа лиқ толиду»,— дәйду. Худа Оғлиниң шундақ еғир азап-оқубәт чәккәнлигини ойлиғиниңизда, сизму азаплинишиңиз мүмкин. Бирақ Әйсаниң қурбанлиғи һәққидә чоңқур ойланғансири, сизниң униңға вә униң Атисиға болған меһир-муһәббитиңиз техиму күчийиду. Төләм һәққидә чоңқур ойлиниш үчүн, шәхсий үгинишиңиздә бу мавзу үстидә ойлинип көрүң.
16. Башқиларға төләм һәққидә үгитиш өзүмизгә қандақ ярдәм бериду? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
16 Башқиларға төләм һәққидә үгитиң. Һәр қетим башқиларға төләм һәққидә ейтқиниңизда, төләмгә болған миннәтдарлиғиңиз ашиду. Әйсаниң немишкә биз үчүн өлгәнлигини башқиларға чүшәндүрүшкә ярдәм беридиған яхши китап-журнал вә видеолар бар. Мәсилән, «Худадин кәлгән хуш хәвәр» китапчисиниң 4-савиғини ишлитәләймиз. Униң мавзуси «Әйса Мәсиһ дегән ким?» яки «Муққәдәс китап тәлимлири» дегән китапниң 5-бабини қоллиналаймиз. Униң мавзуси «Төләм — Худаниң бебаһа соғиси». Биз һәр жили Мәсиһни хатириләш жиғилишиға қатнишиш вә башқиларниму шуниңға қатнишишқа тәклип қилиш арқилиқ өзүмизниң миннәтдарлиғимизни техиму күчәйтәләймиз. Йәһва Худа бизгә Өз Оғли һәққидә башқиларға ейтиш имтиязини бәргән. Бу әҗайип шан-шәрәп!
17. Немә үчүн төләм Йәһваниң инсанийәт үчүн бәргән әң бебаһа соғити дәймиз?
17 Шәк-шүбһисизки, төләмгә болған миннәтдарлиқни йетилдүрүп, уни давамлиқ көрситишимиз үчүн нурғун сәвәплиримиз бар. Төләм сәвәплик, гәрчә биз намукәммәл болсақму, Худа билән йеқин достлуқ орниталаймиз. Төләм сәвәплик, Шәйтанниң ишлири пүтүнләй йоққа чиқирилиду (Йоһ. 1-х. 3:8). Төләм сәвәплик, Йәһваниң йәр йүзи үчүн қилған әсли мәхсити әмәлгә ашурулуп, йәр йүзи җәннәткә айлиниду. Сиз учратқан һәрбир киши Йәһвани сөйиду вә Униңға хизмәт қилиду. Ундақта, һәр күни Худаниң инсанийәт үчүн бәргән бебаһа соғити төләм үчүн миннәтдарлиғиңизни билдүрүшниң пурсәтлирини издәң.
148-НАХША Йеганә Оғлуңни бәрдиң
a Немә үчүн Әйса шунчә вәһший өлүмни баштин кәчүргән? Бу мақалә мошу соалға җавап бериду вә давамлиқ төләм қурбанлиғиға болған миннәтдарлиғимизни күчәйтишкә ярдәм бериду.
b Римлиқларда җинайәтчиләрни тирикла түврүк яғачқа миқлаш адити болған. Йәһва Худа Өз Оғлиниң шундақ усулда өлтүрүлүшигә йол қойған.
c СҮРӘТТӘ: Етиқатдашларниң һәрбири охшимайдиған, йәни әхлақсиз сүрәткә қараш, тамака чекиш вә пара елиш қатарлиқ аздурулушларға қарши туриватиду.