18-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Йәһва Худаға хизмәт қилиш үчүн мәхсәт қоюң
«Сениң утуқлириң һәммисигә рошән болуши үчүн, бу һәққидә мулаһизә қил һәм буниңға пүтүнләй киришкин» (ТИМ. 1-Х. 4:15).
150-НАХША Тәр төкүп хизмәт қилайли
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Қандақ роһий мәхсәтләрни қоюшимиз керәк?
ӘЙСА МӘСИҺНИҢ һәқиқий әгәшкүчилири сүпитидә биз Худани бәк яхши көримиз. Биз Униңға өзүмиздә бар әң яхшисини беришни халаймиз. Бирақ қолумиздин келишичә Йәһваға хизмәт қилиш үчүн роһий мәхсәтләрни қоюшимиз лазим. Мәсилән, Худаға яқидиған есил пәзиләтләрни йетилдүрүшимиз, пайдилиқ маһарәтләрни үгинишимиз вә башқиларға хизмәт қилишниң йоллирини издишимиз керәк b.
2. Немә үчүн мәхсәтләрни қоюшимиз вә уларға йетиш үчүн тиришчанлиқ көрситишимиз керәк?
2 Немә үчүн биз Худаға техиму көпирәк хизмәт қилишқа интилишимиз керәк? Әң муһим сәвәви, биз әрштики көйүмчан Атимизни хошал қилишни халаймиз. Әгәр өз қабилийәтлиримизни Йәһваға хизмәт қилишқа беғишлисақ, У интайин хошал болиду. Униңдин башқа, роһий җәһәттин алға илгирилисәк, қериндашлиримизға көпирәк ярдәм берәләймиз (Сал. 1-х. 4:9, 10). Худаға мәйли қанчә узун вақит хизмәт қилайли, һәрбиримиз роһий өсүш үчүн бар күчимизни чиқиралаймиз. Келиң, буни қандақ қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқайли.
3. Тимотийға 1-хәт 4:12—16 айәтләрдә йезилғандәк, әлчи Паул Тимотийни немә қилишқа дәвәт қилған?
3 Тимотий әлчи Паулдин биринчи хәтни тапшурувалғанда, аллиқачан ақсақал болуп хизмәт қилған еди. Шундақтиму, Паул уни роһий җәһәттин алға бесишқа дәвәт қилған (Тимотийға 1-хәт 4:12—16ни оқуң). Паулниң сөзлиридин шуни көрүвалалаймизки, у Тимотийниң икки җәһәттин алға бесишини халиған: 1) сөйгү-муһәббәт, иман-етиқат вә паклиқ дегәндәк пәзиләтләрни йетилдүрүш вә 2) үнлүк оқуш, нәсиһәт бериш вә тәлим бериш дегәндәк маһарәтләрни ашуруш. Тимотийниң үлгисини әстә сақлиған һалда, йетәлигидәк мәхсәтләрни қоюш Йәһваға техиму көпирәк хизмәт қилишимизға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини көрүп чиқайли. Униңдин башқа, көпирәк вәз қилишниң бәзи йоллирини муһакимә қилимиз.
ХУДАҒА ЯҚИДИҒАН ПӘЗИЛӘТЛӘРНИ ЙЕТИЛДҮРҮҢ
4. Немә үчүн Тимотий Йәһваниң яхши бир хизмәтчиси болған? (Филипиликләргә 2:19—22)
4 Немә үчүн Тимотий Йәһваниң яхши бир хизмәтчиси болған? Сәвәви, у нурғунлиған гөзәл пәзиләтләрни йетилдүргән еди (Филипиликләргә 2:19—22ни оқуң). Паул Тимотий һәққидә язғанлиридин униң кәмтәр, садиқ, тиришчан вә ишәнчилик болғанлиғини көрүвалалаймиз. У етиқатдашларни бәк яхши көргән вә уларға көйүнгән. Нәтиҗидә, Паул Тимотийни сөйүмлүк оғлидәк яхши көргән вә униңға қийин вәзипиләрни ишинип тапшурған (Кор. 1-х. 4:17). Шуниңға охшаш, әгәр биз Йәһва яқтуридиған пәзиләтләрни йетилдүрсәк, У бизни яхши көриду вә бизгә җамаәттә көпирәк хизмәт қилиш пүрситини бериду (Зәб. 25:9; 138:6 [24:9; 137:6]).
5. а) Мәлум бир пәзиләтни йетилдүрүш мәхситини қоюш үчүн немә қилалайсиз? ә) Рәсимдә көрситилгәндәк, яш қериндишимиз башқиларға ич ағритип, көпирәк һисдашлиқ қилиш үчүн немә қиливатиду?
5 Ениқ мәхсәт қоюң. Дуа қилип, миҗәз-хулқиңизни қайси тәрәпләрдә яхшилашниң зөрүрлүги һәққидә ойлинип көрүң. Андин йетилдүрүшүм керәк дәп қариған бир пәзиләтни таллаң. Мәсилән, өз өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Мән башқиларға ич ағритип техиму көпирәк һисдашлиқ қилишим керәкму? Қериндашлиримға ярдәм бериш истигимни техиму күчәйтишим керәкму? Инақ-иттипақлиқни сақлаш яки кәчүрүмчан болушта техиму тиришчанлиқ көрситишим керәкму?» Униңдин башқа, йеқин достуңиздин қайси җәһәттин алға бесишиңиз керәклиги һәққидә мәслиһәт сорап көрсиңиз болиду. Буниң пайдисини көрисиз (Пәнд н. 27:6).
6. Әгәр сиз мәлум бир пәзиләтни йетилдүрмәкчи болсиңиз, әшу мәхсәткә қандақ йетәләйсиз?
6 Мәхситиңизгә йетишкә тиришиң. Буни қандақ қилалайсиз? Буниң бир йоли өзүңиз йетилдүрүшни халиған пәзиләт һәққидә издиниш. Кәчүрүмчан болуш һәққидә издәнмәкчи болдиңиз дәйли. Буниң үчүн Муқәддәс китаптики башқиларни чин жүрәктин кәчүргән вә кәчүрмигән кишиләрниң мисаллирини оқуп, чоңқур ойлансиңиз болиду. Әйса Мәсиһниң үлгисини ойлап көрүң. У башқиларни чин жүрәктин кәчүргән (Луқа 7:47, 48). Униңдин башқа, у диққитини давамлиқ кишиләрниң камчилиқлириға қаратмиған әмәс, бәлки уларниң келәчәктә техиму яхширақ қилалайдиғанлиғиға ишәнгән. Әйсаниң күнлиридә яшиған пәрисийләр униңға охшиматти. Улар «башқиларни көзигә» илмиған (Луқа 18:9). Бу мисаллар һәққидә чоңқур ойланғандин кейин өз-өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Мән башқиларға қандақ көзқарашта? Диққитимни уларниң қайси пәзиләтлиригә ағдуруватимән?» Әгәр сизгә бирсини кәчүрүш қийинға чүшсә, униң есил пәзиләтлирини қәғәзгә йезип қойсиңиз болиду. Кейин өз-өзүңиздин: «Әйса Мәсиһ бу адәмгә қандақ қарайду? Уни кәчүрәттиму?»— дәп сораң. Шундақ издиниш ой-пикир қилиш тәрзимизни өзгәртишкә ярдәм берәләйду. Бешида көңүлимизни рәнҗитип қойған кишини кәчүрүш үчүн көп тиришчанлиқ көрситишкә тоғра келидиғанду. Лекин бу кәчүрүмчан болуш пәзилитини йетилдүрүшни тохтатмисақ, вақит өтүп, башқиларни кәчүрүш асанирақ болиду.
ӘМӘЛИЙ ҚОЛЛИНИШЧАН МАҺАРӘТЛӘРНИ ҮГИНИҢ
7. Йәһва Худа бүгүнки күндә маһирлиқ хизмәтчилирини қандақ ишлитиватиду? (Пәнд-нәсиһәтләр 22:29)
7 Әмәлий қоллинишчан маһарәтләрни үгиниш мәхситини қойсиңизму болиду. Бәйтәл беналири, Ибадәт өйлирини вә Конгресс сарайлирини селиш үчүн қанчә көп ишчилар керәклиги һәққидә ойлап көрүң. Уларниң көпинчиси тәҗрибиси мол қериндашлар билән биллә ишләп, қурулуш қилиш маһарәтлирини үгәнгән. Рәсимдә көрситилгәндәк, қериндашлиримиз Ибадәт өйи вә Конгресс сарийини асраш үчүн зөрүр болған маһарәтләрни үгиниватиду. Бу вә башқа йоллар арқилиқ «мәңгүлүк Падиша» Йәһва Худа вә «падишаларниң Падишаси» Әйса Мәсиһ маһир ишчиларниң ярдими билән әҗайип ишларни әмәлгә ашуруп келиватиду (Тим. 1-х. 1:17; 6:15; Пәнд-нәсиһәтләр 22:29ни оқуң). Биз өзүмизни әмәс, Йәһвани мәдһийиләш үчүн тиришип ишләшни вә өз маһарәтлиримиздин пайдилинишни халаймиз (Йоһ. 8:54).
8. Қайси маһарәтни ашуруш керәклигини қандақ биләләйсиз?
8 Ениқ мәхсәт қоюң. Қайси маһарәтни үгәнсиңиз болиду? Җамаәттики ақсақаллар яки районға җавапкар ақсақалдин қандақ маһарәтни ашурушиңиз болидиғанлиғи һәққидә мәслиһәт сораң. Мәсилән, улар сизгә сөз қилиш вә тәлим бериш маһарәтлирини ашуруш үчүн мәхсәт қойсиңиз болидиғанлиғини ейтса, улардин ениқ қайси бир җәһәттин яхшилинишиңиз керәклигини сораң. Кейин бу мәхсәткә йетиш үчүн бар күчиңизни чиқириң. Һазир шу мәхсәткә йетиш үчүн немә қилалайдиғанлиғиңизни көрәйли.
9. Бир маһарәтни үгиниш үчүн қойған мәхситиңизгә йетиш үчүн немә қилалайсиз?
9 Мәхситиңизгә йетишкә тиришиң. Сиз тәлим бериш маһаритиңизни ашурмақчи болдиңиз дәйли. Буниң үчүн «Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли» дегән китапчисини пухта тәтқиқ қилиң. Һәптә арилиғидики учришишта бир тапшуруқ берилгән болса, авал тәҗрибилик бурадәрдин тәйярлиған мәзмунни тиңшап беқип вә сизгә мәслиһәт беришни сорисиңиз болиду.Бу сизниң маһаритиңизни ашурушқа ярдәм бериду. Башқиларниң көз алдида пәқәт қабилийәтлик әмәс, бәлки тиришчан вә ишәнчилик адәм сүпитидә нам-абройини қазиниң (Пәнд н. 21:5; Кор. 2-х. 8:22).
10. Маһарәтни ашуруш үчүн немә қилиш керәк?
10 Сиз үгәнмәкчи болған маһарәтни ашуруш асанға чүшмисә, немә қилсиңиз болиду? Бәл қоювәтмәң! Гэрри исимлиқ бурадәр үчүн раван оқуш қийин болған. У жиғилишта үнлүк оқушқа тиришқанда, өзиниң хиҗил болғанлиғини әсләйду. Бирақ Гэрри бу маһарәтни ашуруш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрсәткән. У қабилийәтлик бурадәрләрдин вә нәшир материаллардин үгинип, әнди җамаәт жиғилишлирида вә конгрессларда һодуқмай нутуқларни ейталайдиғанлиғини ейтқан.
11. Тимотийниң мисалидин көргинимиздәк, Йәһваға көпирәк хизмәт қилишимизға немә ярдәм бериду?
11 Тимотий маһир бир натиқ яки даңлиқ тәлим бәргүчи болғанму? Муқәддәс китапта бу һәққидә һеч немә ейтилмиған. Бирақ Тимотийниң әлчи Паул бәргән мәслиһәткә қулақ селип, вәзипиләрни барғансири үнүмлүк орунлиғанлиғи шәк-шүбһисиздур (Тим. 2-х. 3:10). Шуниңға охшаш, әгәр маһарәтлиримизни ашурсақ, Йәһва Худаға техиму көпирәк хизмәт қилалаймиз.
БАШҚИЛАРҒА ХИЗМӘТ ҚИЛИШ ЙОЛЛИРИНИ ИЗДӘҢ
12. Башқиларға сизгә қандақ ярдәм бәргән?
12 Һәммимиз башқиларға ярдәм беришниң пайдисини көримиз. Мәсилән, дохтурханида ятқинимизда, Дохтурханилар билән алақилишиш комитетидики яки Бемарларни йоқлаш топидики ақсақалларниң бизни йоқлап кәлгинидин бәк миннәтдармиз. Қийинчилиқларға дуч кәлгинимиздә, ғәмхор ақсақалларниң бизни тиңшаш вә тәсәлли бериш үчүн вақит чиқарғиниға бәк миннәтдармиз. Биз Муқәддәс китап үгинишини өткүзүштә ярдәмгә муһтаҗ болғинимизда, тәҗрибилик пионерниң биз билән үгинишкә берип, әмәлий мәслиһәт бәргини үчүн бәк хошал болимиз. Уларниң һәммиси бизгә ярдәм берәлигәнлиги үчүн интайин хошал болиду. Бизму қериндашлиримизға хизмәт қилсақ, шундақ хошаллиқни һис қилалаймиз. Әйса Мәсиһ: «Елиштин көрә бериш бәхитлигирәк»,— дәп ейтқан (Әлч. 20:35). Бундақ яки башқа йоллар билән Йәһваға көпирәк хизмәт қилишни халисиңиз, бу мәхсәткә йетишкә сизгә немә ярдәм берәләйду?
13. Мәхсәт қойғанда, немини әстә тутушимиз керәк?
13 Ениқ болмиған мәхсәтни қоймаң. Бәлким сиз: «Мән җамаәттә көпирәк ишларни қилалаймән»— дәп ойлайдиғансиз. Бирақ бу мәхсәткә қандақ йетишни билмәй қийнилип, шу мәхсәткә йетиш қолумдин кәлмәйду дегән хуласигә келишиңиз мүмкин. Шуңа ениқ вә йетәлигидәк мәхсәт қоюң. Сиз һәтта уни вә униңға қандақ йетәләйдиғанлиғиңизни йезип қойсиңизму болиду.
14. Мәхсәт қойғанда, немә үчүн планлиримизни өзгәртишкә тәйяр болушимиз керәк?
14 Мәхсәт қойғанда, планлиримизни өзгәртишкә тәйяр болушимиз керәк. Немә үчүн? Сәвәви вәзийәтни пүтүнләй башқуралмаймиз. Мәсилән, әлчи Паул Салоника шәһиридики йеңи җамаәтни тәшкилләшкә ярдәм бәргән. Шәк-шүбһисизки, у әшу йәрдә қелип, йеқиндила Мәсиһ әгәшкүчилири болғанларға ярдәм бериш мәхситини қойған. Лекин дүшмәнләрниң қаршилиғи түпәйли Паул бу йәрдин кетишкә мәҗбур болған еди (Әлч. 17:1—5, 10). Әгәр Паул шу йәрдә қалса, етиқатдашлирини хәвп-хәтәргә дучар қилатти. Лекин Паул бәл қоювәтмигән! Әксинчә у планлирини өзгәрткән. Кейинәрәк, әлчи Паул йеқинда Мәсиһ әгәшкүчиси болғанларниң роһий еһтияҗиға көңүл бөлүш үчүн Тимотийни әвәткән (Сал. 1-х. 3:1—3). Салоникилиқлар Тимотийниң қәйәрдә еһтияҗ болса, шу йәрдә хизмәт қилишқа тәйяр болғанлиғидин интайин хошал болған.
15. Вәзийәтләр өзгәргәндә бу мәхсәтлиримизгә қандақ тәсир қилиши мүмкин?
15 Паулниң Салоникида баштин кәчүргәнлиридин көп нәрсиләрни үгинәләймиз. Гәрчә ениқ мәхсәт қойсақму, кейинирәк биз башқуралмайдиған ишлар йүз берип вәзийәт өзгириши мүмкин. Шу сәвәп биз мәхситимизгә йетәлмәй қалимиз (Вәз 9:11). Әгәр сизму шундақ әһвалда болсиңиз, йәтәлгүдәк мәхсәт қоюңиз. Тед вә Хейди исимлиқ бир җүп әр-аял нәқ шуни қилди. Тән-саламәтлик сәвәплик улар Бәйтәлдә хизмәт қилиштин тохташқа тоғра кәлгән. Лекин улар Йәһва Худани сөйгәчкә, Униңға көпирәк хизмәт қилишниң башқа йоллирини издигән. Дәсләптә улар пионер болуп, хизмәт қилишни башлиған еди. Вақит өтүп, улар мәхсус пионер болуп тәйинләнди. Тед районға җавапкар ақсақалниң орунбасири болушқа тәйяр болған. Кейинәрәк районға җавапкар ақсақал болуп хизмәт қилиш үчүн яш тәләплиридә өзгириш болған. Тед вә Хейди яшинип қалғачқа, әнди районға җавапкар ақсақал болуп хизмәт қилалмайдиғанлиғини чүшәнгән. Гәрчә уларниң көңли йерим болған болсиму, амма улар башқа йоллар билән Йәһваға хизмәт қилалайдиғанлиғини чүшинип йәтти. Тед шундақ дәйду: «Биз Йәһва Худаға хизмәт қилишниң бир йоли билән чәклинип қалмидуқ».
16. Галатилиқларға 6:4-айәттин, қандақ савақ алалаймиз?
16 Һаятимиздики һәммә нәрсиләрни башқуралмаймиз. Шуңа әң муһими биз шан-шәрәплик вәзипиләрни қилсақ, Йәһва Худа бизни қәдирләйду дәп ойлимаслиғимиз керәк. Буниңдин башқа, өзүмиз егә болмиған вәзипиләрни башқилар орунливатқан болса, өзүмизни улар билән селиштурмаслиғимиз лазим. Хейди мундақ дәйду: «Һаятиңизни башқиларниңки билән селиштурсиңиз, тинч-хатирҗәмликни йоқитисиз» (Галатилиқларға 6:4ни оқуң). Шуңа башқиларға ярдәм бериш вә Йәһваға хизмәт қилиш йоллирини издәш бәк муһим c.
17. Шан-шәрәплик вәзипиләргә еришиш үчүн немә қилалайсиз?
17 Аддий һаят кәчүрүп, орунсиз қәризгә кирип қелиштин сақлансиңиз, Худаға көпирәк хизмәт қилалайсиз. Кичик-кичик мәхсәтләрни қойюш, чоңирақ мәхсәтләргә йетишиңизгә ярдәм бериду. Мәсилән, пионер болушни халисиңиз, ярдәмчи пионер болуп хизмәт қилаламсиз? Яки болмиса, сизниң хизмәт ярдәмчиси болуш мәхситиңиз болса, вәз хизмитигә қатнишиш үчүн көпирәк вақит чиқираламсиз вә җамаитиңиздики ағриватқан яки яшанған етиқатдашлириңизни йоқлап тураламсиз? Һазир топлиған тәҗрибиңиз келәчәктики шан-шәрәплик вәзипиләргә ишик ечип бериши мүмкин. Сизгә тапшурулған һәрқандақ вәзипиләрни орунлаш үчүн қолуңиздин келишичә тиришчанлиқ көрситишкә бәл бағлаң (Рим. 12:11).
18. Рәсимдә көрситилгәндәк, Беверли қериндишимизниң мисалидин немини үгәнсәк болиду?
18 Роһий мәхсәтләрни қоюшқа бизниң йешимиз тосқунлуқ қилалмайду. 75 яшлиқ Беверли исимлиқ қериндашниң мисалини көрүп чиқайли. Униң тән-саламәтлиги бәк начар болғачқа, йол меңишта наһайити қийинилаттин. Бирақ у Хатириләш мәрасимға тәклип қилиш паалийитигә өз һәссисини қошушни бәк арзу қилатти. Шуңа у ениқ мәхсәтләр қойди. Беверли бу мәхсәтләргә йәткәндә бәк хошал болди. Униң көрсәткән тиришчанлиқлири башқиларни Йәһваға хизмәт қилишта көпирәк күч чиқиришқа дәвәт қилди. Йәһва Худа яшанған қериндашлиримизниң имканийити чәклик болушиға қаримай, уларниң әҗир-меһнитини интайин қәдирләйду (Зәб. 71:17, 18 [70:17, 18] ).
19. Қандақ роһий мәхсәтләр қоялайсиз?
19 Йетәлигидәк мәхсәтләрни қоюң. Йәһвани хурсән қилидиған пәзиләтләрни йетилдүрүң. Бәзи қоллинишчан маһарәтләрни үгинип, Худайимиз вә Униң тәшкилати үчүн көпирәк хизмәт қилишқа тиришиң вә етиқатдашлиримизни қоллап-қувәтләшниң техиму көп пурсәтлирини издәң d. Бу арқилиқ Тимотийға охшаш Йәһваниң бәрикәтлиригә еришәләйсиз вә һәммиси сизниң алға басқанлиғиңизни көрәләйду (Тим. 1-х. 4:15).
23-НАХША Йәһва — бизниң күчимиз
a Тимотий маһир бир вәз ейтқучи болған. Шундақтиму, әлчи Паул уни давамлиқ көпирәк Йәһваға хизмәт қилишқа дәвәт қилған. Паулниң мәслиһитигә қулақ селип, Тимотий Йәһваға вә етиқатдашларға техиму көпирәк хизмәт қилған. Тимотийға охшаш, сизму Йәһва Худаға вә етиқатдашларға көпирәк хизмәт қилишни халамсиз? Әлвәттә, халайсиз! Шундақ қилишқа мәхсәтләрни қоюш ярдәм бериду. Қандақ мәхсәтләрни қоюшқа болиду? Мәхсәтләрни қоюш вә уларға йетиш үчүн немини қилишиңиз керәк?
b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Роһий мәхсәтләр Йәһваға техиму көпирәк хизмәт қилишни вә Уни хурсән қилиш үчүн көрсәткән барлиқ тиришчанлиқлиримизни өз ичигә алиду.
c «Йәһваниң ирадисини орунлайдиған тәшкилат» китавиниң (рус) 10-бап, «Еһтияҗ бар йәрдә хизмәт қилиш» дегән мавзуниң астидики 6—9 абзацлириға қараң.
d «Мәңгү шат-хорам яшаң!» дегән китаптики «Йәһва билән болған достлуқ мунасивитиңизни давамлиқ күчәйтиң» намлиқ 60-дәрискә қараң.