Сиз яхши хизмәтдашму?
«Шу чағда мән Униң ярдәмчиси ретидә ... күндин-күнгә Униң йүзи алдида шат-хорамлиқта яшидим» (Пәнд н. 8:30). Бу айәттә тәсвирләнгәндәк, Худаниң Оғли йәр йүзигә келиштин авал, Атиси билән асманда миллионларчә жил биргә хизмәт қилған. Шу айәт йәнә Әйсаниң һис-туйғулирини ипадилигән, у Йәһваниң хизмәтдиши болуштин интайин зор хошаллиқ тапқан.
Асманда Әйса Атисиниң есил пәзиләтлиридин үлгә елип, яхши хизмәтдаш болушни үгәнгән. У йәр йүзигә кәлгәндә, өзи билән биргә хизмәт қилғанларға яхши хизмәтдаш болушниң үлгисини қалдурған. Униң үлгисини муһакимә қилсақ, биз яхши хизмәтчи болушимизға ярдәм беридиған үч принципни үгинәләймиз. Шу принциплар етиқатчи қериндашлиримиз билән техиму инақ-иттипақ өтүшимизгә ярдәм бериду.
1-ПРИНЦИП: ӨЗ АРА ҺӨРМӘТ КӨРСИТИШ
Яхши хизмәтчи кәмтәрлик көрситиду. У өз хизмәтдишиниң муһимлиғиға әһмийәт берип, башқиларниң диққитини өзигә қаритишқа һәрикәт қилмайду. Әйса кәмтәрликни өз Атисидин үгәнгән еди. Гәрчә «Яратқучи» дегән нам-унванға пәқәт Йәһва лайиқ болсиму, у бу муһим хизмәткә Әйсаниңму қатнашқанлиғини кишиләрниң билишини халайду. Худа инсанни Өзимизниң образида яритайли дегән (Ярит. 1:26). Йәһваниң бу сөзидин Әйса өз Атисиниң қанчилик кәмтәр екәнлигини көрүп йәткән (Зәб. 18:35).
Йәр йүзидә болғанда, Әйсаму кәмтәрликни көрсәткән. Башқилар уни махтиғанда, у һәмишә шан-шәрәпни Атиси Йәһва Худаға бәргән (Марк 10:17, 18; Йоһ. 7:15, 16). У шагиртлири билән болғанда, шагиртлири өзлирини әркин-азадә һис қилған. Әйса шагиртлирини қуллар әмәс, достлар сүпитидә көргән (Йоһ. 15:15). У һәтта шагиртлириниң путини жуюп, уларға кәмтәр болушни үгәткән (Йоһ. 13:5, 12—14). Бизму хизмәтдашлиримиз болған етиқатчи қериндашлиримизни һөрмәтлишимиз вә уларниң мәнпәитини өзүмизниң мәнпәитидин жуқури орунға қоюшимиз керәк. Әгәр биз өз ара һөрмәт көрсәтсәк, хизмәтдашлиримизниң махташқа сазавәр болушидин әнсиримәймиз вә Йәһва үчүн техиму көпирәк ишларни қилалаймиз (Рим. 12:10).
Кәмтәр адәм йәнә: «Мәслиһәт көп болса, утуққа еришиду»,— дегән нәсиһәт сөзини яхши чүшиниду (Пәнд н. 15:22). Биз қанчилик тәҗрибилик вә қабилийәтлик болушимиздин қәтъийнәзәр, шуни унтуп қалмаслиғимиз керәкки, һечким һәммә нәрсини билмәйду, һәтта Әйсаму өзи билмәйдиған бәзи нәрсиләр бар екәнлигини етирап қилған (Мәт. 24:36). У намукәммәл шагиртлириниң немини билидиғанлиғиға вә немини ойлайдиғанлиғиға қизиққан (Мәт. 16:13—16). Әйсаниң әгәшкүчилири униң билән биллә болғанда, өзлирини әркин-азадә һис қилғини һәҗәплинәрлик әмәс! Шуниңға охшаш, әгәр биз кәмтәр болуп, өзүмизниң һәммила нәрсини билмәйдиғанлиғимизни етирап қилсақ вә башқиларниң тәклип-пикирлирини аңлисақ, инақ-иттипақлиқни илгири сүрүп, ишлиримиз мувәппәқийәтлик болиду.
Болупму, ақсақаллар биллә хизмәт қилғанда, Әйсаниң кәмтәрлигини үлгә қилип, бир-бирини һөрмәтлиши керәк. Улар шуни унтуп қалмаслиғи керәкки, муқәддәс роһ ақсақаллар кеңишидики һәрқандақ бир ақсақалға тәсир қилалайду. Әгәр ақсақаллар жиғилишида, һәммила ақсақал өз ой-пикирлирини әркин-азадә оттурға қоялиса, өз ара тинч-инақлиқни сақлашқа тиришса, улар бирликтә җамаәткә пайдилиқ қарарларни чиқиралайду.
2-ПРИНЦИП: ҒӘРӘЗ УҚИДИҒАН КИШИ ЕКӘНЛИГИҢЛАР ҺӘММӘ АДӘМГӘ АЯН БОЛСУН
Яхши хизмәтдаш өз хизмәтдашлири билән ишлигәндә, өз ара маслишип, йол қоюп, өзиниң ғәрәз уқидиған киши екәнлигини көрситиду. Әйса асмандики Атисиниң ғәрәз уқидиғанлиғини көрүшниң нурғун пурсәтлиригә егә болған еди. Мәсилән, Йәһва уни инсанларниң гуналири үчүн төләм беришкә вә уларни өлүмдин қутқузушқа әвәткән (Йоһ. 3:16).
Зөрүр тепилғанда яки мувапиқ әһвалда, Әйса башқиларға йол қоюп, ғәрәз уқидиғанлиғини көрсәткән. Мәсилән, у пәқәт Исраил хәлқигә ярдәм бериш үчүн әвәтилгән болсиму, бир қетим фәникийәлик аялға ярдәм қилған (Мәт. 15:22—28). У өз шагиртлириғиму шундақ муамилә қилған. Гәрчә йеқин дости Петрус Әйсани очуқ-ашкарә инкар қилған болсиму, амма у уни кәчүрүшкә тәйяр болған. Кейин у йәнә униңға муһим хизмәтни тапшурған (Луқа 22:32; Йоһ. 21:17; Әлч. 2:14; 8:14—17; 10:44, 45). Әйсаниң мисалидин шуни ениқ көрәләймизки, биз башқиларға йол қоюш арқилиқ, өзүмизниң ғәрәз уқидиған киши екәнлигимизни һәммә адәмгә аян қилишимиз керәк (Флп. 4:5).
Мәт. 11:19). Әйсаға охшаш бизму охшимиған кишиләр билән һәмкарлишип, яхши хизмәтдаш болалаймизму? Луйис исимлик бир бурадәр җамаәтләрни зиярәт қилиш вә Бәйтәлдә ишләш җәриянида келип чиқиши һәрхил қериндашлар билән хизмәтдаш болған. У мундақ дәйду: «Намукәммәл кишиләр билән биргә ишләш, худди һәрхил шәкилдики ташлар билән там ясиғанға охшаш. Ташларниң шәкли бир-биригә охшимиғач, тамни ясаш үчүн көп тиришчанлиқ көрситишкә тоғра келиду. Амма ахирида тамни түз ясап чиқишқа болиду. Шуңа дайим тамниң түз болуши үчүн, өзүмни шуниңға маслаштурушқа тириштим». Бу бурадәр һәқиқәтән өзиниң ғәрәз уқидиған киши екәнлигини аян қилған!
Ғәрәз уқидиған киши һәрқандақ кишиләр билән ишләш үчүн маслишишқа тәйяр болиду. Әйса әтрапидики кишиләр билән яхши мунасивәттә болған. Амма униңға дүшмәнлик қилидиғанлар, униңға һәсәт қилип: «У баҗгир вә башқа гунакарларниң дости»,— дәп уни әйиплигән (Яхши хизмәтдаш башқиларни башқуруш үчүн мәлуматларни қәстән йошурмайду
Җамаитимиздә ғәрәз уқидиған киши екәнлигимизни аян қилишниң қандақ пурсәтлири бар? Мәсилән, өзүмизниң вәз хизмәт топи билән биргә хизмәт қилғанда шундақ пурсәтлиримиз болиду. Бәлким, биз аилидә охшимайдиған мәсъулийити бар яки пәриқлиқ яштики қериндашлар билән хизмәт қилишимиз мүмкин. Башқиларниң вәз хизмәттә техиму хошаллиқ тепишиға ярдәм бериш үчүн, өзүмизниң вәз қилиш усуллирини өзгәртиш яки башқилар билән маслишишқа тәйяр болуп, ғәрәз уқидиған киши екәнлигимизни аян қилишқа тиришимизму?
3-ПРИНЦИП: БАШҚИЛАР БИЛӘН БӨЛҮШҮШКӘ ТӘЙЯР ТУРУҢ
Яхши хизмәтдаш өз шериклири билән бөлүшүшкә тәйяр туриду (Тим. 1-х. 6:18). Әйса асманда Атисиниң қешида биллә хизмәт қилғанда, у чоқум Йәһваниң һечнемини йошурмиғанлиғиға чоқум диққәт қилған. Йәһва асманни орнатқинида, Әйса у йәрдә болуп, Атисидин үгәнгән (Пәнд н. 8:27). Кейин һәзрити Әйса йәр йүзигә кәлгәндә, Атисидин аңлиғанлириниң һәммисини хошаллиқ билән шагиртлириға ейтип бәргән (Йоһ. 15:15). Мошу үлгини әстә тутқан һалда, бизму өз билим вә тәҗрибилиримизни хизмәтдашлиримиз билән бөлүшүшкә тәйяр турушимиз керәк. Яхши хизмәтдаш: «Башқилар билишкә тегишлик билим яки мәлуматларни билсә, мән уларни башқуралмай қалимән»,— дәп әнсирәп, билгәнлирини башқилардин қәстән йошурмайду. Әксичә, хошаллиқ билән үгәнгәнлирини башқилар билән бөлүшүшни халайду.
Хизмәтдашлиримиз билән билим вә тәҗрибилиримизни бөлүшүпла қалмай, илһам-мәдәт беридиған сөзләрниму ейтсақ болиду. Башқилар җапалиқ әмгигимизгә диққәт қилип, чин көңлидин бизгә рәхмәт ейтса, биз тәсирлинимиз, шундақ әмәсму? Әйса шагиртлириниң яхши тәрәплиригә диққәт қилип, уларни алаһидә махтиған еди (Мәтта 25:19—23ни селиштуруң; Луқа 10:17—20). Әйса шагиртлири униңдинму улуқ ишларни қилидиғанлиғини ейтқан (Йоһ. 14:12). Өлүмидин авалқи кечиси, у садиқ әлчилирини махтиған вә мундақ дегән: «Амма силәр мениң билән синақлиримда биллә болдуңлар» (Луқа 22:28). Бу сөзләр әлчиләрни қанчилик илһамландурғанлиғи вә уларни Әйсани үлгә қилишқа дәвәт қилғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Әгәр биз вақит чиқирип, өз хизмәтдашлиримизни махтисақ, улар чоқум хошал болиду вә техиму тиришип хизмәт қилиду.
СИЗ ЯХШИ ХИЗМӘТДАШ БОЛАЛАЙСИЗ
Кайоде исимлик бир бурадәр шундақ дәйду: «Яхши хизмәтдаш болуш үчүн мукәммәл болуш шәрт әмәс. Амма у әтрапидики кишиләрни хошал қилиши вә уларниң жүкини йениклитиш үчүн тиришиши керәк». Сизму шундақ хизмәтдашму? Сиз билән биллә хизмәт қилидиған қериндашлардин уларниң һис-туйғулирини сорап көрсиңиз болиду. Худди Әйсаниң шагиртлири униң билән биллә хизмәт қилишни яхши көргәндәк, әгәр етиқатчи қериндашлар сиз билән ишләшни яхши көрсә, сизму әлчи Паулға охшаш: «Биз силәрниң хошаллиғиңларға ярдәмлишидиған һәмкарлириңлар»,— дәп ейталайсиз (Кор. 2-х. 1:24).