50-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Яхши падичиниң авазиға қулақ селиң
«Уларму авазимни аңлайду» (ЙОҺ. 10:16).
152-НАХША Күчимиз, үмүтүмиз вә яр-йөлигимиз
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Әйса немә үчүн шагиртлирини қойлар билән селиштурған?
ӘЙСА өзиниң шагиртлири билән болған мунасивитини падичи билән қойлар арисидики мунасивәткә селиштурған (Йоһ. 10:14). Бу охшитиш бәк мувапиқ болған, чүнки қойлар падичисини тонуйду вә униң авазиға қулақ салиду. Шундақ ишни баштин өткүзгән бир сәяһәтчи мундақ дәйду: «Биз қойларни сүрәткә тартмақчи болдуқ. Шуңа биз уларни чақирдуқ. Амма улар бизниң авазимизни тонумиғач, бизгә пәрва қилмиди. Кейин қой бақидиған кичик бала келип, қойларни чақирди, қойлар униң кәйнидин әгишип маңди».
2, 3. а) Әйсаниң шагиртлири униң авазиға қулақ салғанлиғини көрситиш үчүн немә қилиду? ә) Бу вә кейинки мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?
2 Бу сәяһәтчиниң баштин өткүзгәнлири Әйсаниң өз шагиртлири һәққидә ейтқан мону сөзлирини бизгә әслитиду: «Уларму авазимни аңлайду»,— дегән (Йоһ. 10:16). Амма Әйса һазир асманда. Униң авазиға қандақ қулақ салалаймиз? Падичимиз Әйсаниң сөзигә қулақ салғанлиғимизни көрситишниң бир йоли — униң тәлимлирини аңлап, уларни һаятимизда әмәлий ишлитиш (Мәт. 7:24, 25).
3 Бу мақалә вә кейинки мақалидә Әйсаниң бәзи тәлимлири һәққидә муһакимә қилимиз. Әйсаниң бизгә немә қилишни тохтитишимиз вә немини чоқум қилишимиз керәклигини ейтқанлиғини көрүмиз. Бу мақалидә алди билән яхши падичи Әйсаниң бизгә қилмаслиқни буйриған икки иш һәққидә көрүп бақайли.
ҺЕЧНЕМИДИН ҒӘМ-ӘНДИШӘ ҚИЛМАҢЛАР
4. Луқа 12:29-айәткә асасланғанда, немидин ғәм-әндишә қилмаслиғимиз керәк?
4 Луқа 12:29ни оқуң. Әйса өз шагиртлирини турмуштики маддий еһтияҗлири һәққидә ғәм-тәшвиш қилишни тохтитишқа үндигән. Биз Әйсаниң нәсиһәт сөзиниң һәрдайим дана вә тоғра екәнлигини билимиз. Шуңа униң нәсиһитигә қулақ селишни халаймиз. Амма шундақ қилиш бәзидә қийинға тохтиши мүмкин. Немә үчүн?
5. Немә үчүн бәзиләр маддий еһтияҗлири һәққидә ғәм-тәшвиш қилиши мүмкин?
5 Турмушта йемәк-ичмәк, кийим-кечәк, туридиған җай вә башқа маддий еһтияҗлиримиз һәққидә ғәм-әндишә қилишимиз мүмкин. Бәзи җайларда ихтисадий әһвал интайин начар болғачқа, адәмләрниң аилисини беқиши үчүн йетәрлик пул тепиши қийин боливатиду. Йәнә аилини қамдаш үчүн пул тапидиған киши өлүп кәткәч, ихтисадий җәһәттин қийин әһвалға дуч келиватиду. Таҗисиман вирус (COVID-19) тарқалған мәзгилдә көп кишиләр хизмитидин айрилғач, ишсизлиқ көпийип кәтти (Вәз 9:11). Бизму шундақ қийинчилиқларға йолуққан болсақ, Әйсаниң нәсиһитигә қулақ селип, маддий нәрсиләр һәққидә ғәм-тәшвиш қилишни қандақ тохтиталаймиз?
6. Әлчи Петрус немини баштин өткүзгәнлигини тәсвирләп бериң.
6 Бир қетим Петрус вә башқа әлчиләр Җәлилийә деңизида боран-чапқунға дуч кәлгәндә, улар туюқсиз Әйсаниң деңизда меңиватқанлиғини көргән. Петрус Әйсаға: «Бу сән болсаң, су үстидә меңип саңа йетип беришимни буйриғина»,— деди. Әйса: «Маң!»— дәп чақирған. Петрус кемидин чүшүп, су үстидә Әйсаға қарап маңди. Шуниң билән немә иш болған? Петрус қаттиқ чиқиватқан боранни көрүп қорқти вә суға чөкүшкә башлиғанда: «Һакимдарим, мени қутқазғин!»— дәп вақириди. Әйса қолини узартип, уни қутқузвалған еди. Петрус диққитини Әйса Мәсиһкә қаратқанда, долқунлап турған су үстидә маңалиған еди. Бирақ у боран-чапқунға қариғанда, қәлбидә қорқунуч вә гуман пәйда болуп, чөкүшкә башлиған (Мәт. 14:24—31).
7. Петрусниң мисалидин немини үгинәләймиз?
7 Петрусниң мисалидин немини үгинәләймиз? Петрус кемидин путини су үстигә қойғанда, у диққитиниң башқа яққа чечилип кетидиғанлиғини вә суға чөкүшкә башлайдиғанлиғини ойлимиған еди. У су үстидә меңип, Әйсаниң қешиға беришни халиған. Бирақ у диққитини өзи мәхсәт қилған ишқа давамлиқ қаратмиған. Әлвәттә, бүгүн биз су үстидин маңалмаймиз, бирақ иман-етиқадимиз синаққа дуч келиду. Әгәр биз Йәһва Худаниң көзқариши вә Униң вәдилирини унтуп қалсақ, роһий җәһәттин чөкүп кетишкә башлаймиз. Һаятимизда мәйли қандақ символлуқ мәнадики боран-чапқунларға йолуқушимиздин қәтъийнәзәр, диққитимизни чоқум Худаға вә Униң бизгә ярдәм берәләйдиғанлиғиға қаритишимиз керәк.
8. Һәддидин зиядә ғәм-әндишә қалмаслиғимизға немә ярдәм бериду?
8 Қийинчилиқлиримиз һәққидә ғәм-әндишә қилишниң орниға, Йәһва Худаға ишәнч бағлишимиз керәк. Шуни есимиздә тутушимиз керәкки, Атимиз Йәһва роһий ишларни биринчи орунға қойсақ, маддий еһтияҗлиримизни тәминләп беридиғанлиғини вәдә қилиду (Мәт. 6:32, 33). У һәрдайим Өз вәдисидә туруп кәлгән (Қ. шәр. 8:4, 15, 16; Зәб. 37:25). Әгәр у һәтта қушлар вә гүлләргә ғәмхорлуқ қилса, бизни немә йейиш вә немә кийиш һәққидә қилған ғәм-әндишилиримизгә чоқум көңүл бөлмәй қалмайду! (Мәт. 6:26—30; Флп. 4:6, 7) Худди балилирини яхши көридиған меһрибан ата-анилар пәрзәнтлириниң еһтияҗлириға көңүл бөлгәндәк, асмандики Атимиз бизниңму еһтияҗлиримизға чоқум көңүл бөлиду. Шундақ екән, Йәһваниң бизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға қәтъий ишинәләймиз.
9. Бир җүп әр-аялниң баштин өткүзгәнлиридин немиләрни үгәндиңиз?
9 Йәһва Худаниң маддий еһтияҗлиримизни тәминләп беридиғанлиғи һәққидә бир мисални көрүп бақайли. Толуқ вақит хизмәт қилидиған бир җүп кона машиниси билән көчмәнләр лагерида яшайдиған бир қанчә қериндишимизни җамаәт учришишларға елип келәтти. Бурадәр мундақ дәйду: «Жиғилиштин кейин биз қериндашларни тамаққа өйгә тәклип қилдуқ. Амма кейин өйдә уларға қойғидәк һечнеминиң йоқлиғини есимгә алдим». У сөзини давамлаштуруп: «Биз өйгә қайтқандин кейин, ишик алдида икки чоң халтида йемәк-ичмәкләрниң турғанлиғини көрдуқ. Амма кимниң әкелип қойғанлиғини билмидуқ. Бу Йәһва Худаниң ғәмхорлуғи еди»,— дегән. Кейинәрәк бу җүпниң машиниси бузулуп қалған. Улар вәз хизмәткә бериш үчүн униңға еһтияҗлиқ еди. Бирақ уларниң ремонт қилдуруш үчүн пули болмиған. Амма улар ремонтханиға машинисини елип берип, қанчә пул кетидиғанлиғини билмәкчи болған. Шу чағда, бир киши уларниң қешиға келип: «Бу кимниң машиниси?»— дәп сориған. Бурадәр: «Бу мениң машинам, уни ремонт қилиш керәк»,— дегән. У киши: «Бу муһим әмәс, аялим шундақ машинини, йәни дәл мошу рәңдикисини халатти. Қанчә пулға сатисиз?»— дәп сориған. Бурадәр машинисини сетиветип, башқа бирини сетивалғидәк пулға еришкән. Ахирида у шундақ дәйду: «Мән өзүмниң қанчилик хошал болғанлиғимни тәсвирләшни биләлмидим. Бу әлвәттә бир тәсадипий иш әмәс, Йәһваниң ярдәм қоли еди».
10. Зәбур 37:5-айәт бизни немә қилишқа үндәйду?
10 Әгәр биз яхши падичи Әйса Мәсиһниң тәлимигә қулақ селип, һаятимизда артуқ ғәм-әндишә қилмисақ, Йәһва Худаниң бизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиға ишинәләймиз (Зәбур 37:5ни оқуң; Пет. 1-х. 5:7). Бәшинчи абзацта тилға алған вәзийәтни муһакимә қилип көрәйли. Таки бүгүнки күнгичә, бир аилә беши яки иш орнидики ғоҗайин арқилиқ асмандики Атимиз турмуштики еһтияҗлиримизни тәминләп келиватиду. Әгәр бир аилә беши өз аилисини тәминләп берәлмисә яки биз иш-орнимиздин айрилип қалған болсақ, Йәһва башқа йоллар билән еһтияҗлиримизға ғәмхорлуқ қилиду. Биз буниңға қәтъий ишинимиз. Төвәндә яхши падичи бизни йәнә немә қилишни тохтитишқа үндәйдиғанлиғини көрүп бақайли.
БАШҚИЛАРНИ ҺӨКҮМ ҚИЛИШНИ ТОХТИТИҢ
11. Мәтта 7:1, 2-айәтләргә асасланғанда, Әйса немә қилишни тохтитишқа буйриған? Немә үчүн бу бәзидә асан әмәс?
11 Мәтта 7:1, 2ни оқуң. Әйса инсанларниң намукәммәл вә башқиларниң хаталиқлириға диққәт қилишқа майил екәнлигини биләтти. Шуңа у: «Әйипләшни тохтитиңлар»,— дәп нәсиһәт бәргән. Бәлким, биз Әйса ейтқандәк етиқатчи қериндашлиримиз үстидин һөкүм қилмаслиққа тиришимиз. Амма биз һәммимиз намукәммәл болғач, бәзидә шундақ қилалмаймиз. Ундақта, бәзидә башқиларни тәңқитләшкә майил болсақ, чоқум немә қилишимиз керәк? Әйсаниң авазиға қулақ селип, башқиларни һөкүм қилишни тохтитишқа тиришимиз керәк.
12, 13. Немә үчүн Йәһва Худаниң Давутқа болған көзқариши бизниң башқиларни һөкүм қилишни тохтитишимизға ярдәм берәләйду?
12 Йәһваниң үлгиси һәққидә чоңқур ойлинишниң биз үчүн пайдиси бар. У һәмишә кишиләрниң яхши тәрәплиригә диққәт ағдуриду. Еғир гуналарни өткүзгән Давут падишаға Йәһваниң қандақ муамилә қилғанлиғини көрүп бақайли. Мәсилән, Давут Батшеба билән зина қилиш вә һәтта униң ерини өлтүрүштәк еғир гуна қилған (Сам. 2-яз. 11:2—4, 14, 15, 24). Нәтиҗидә, у өзигила әмәс, башқа аяллирини өз ичигә алған барлиқ аилә әзалириғиму зиян йәткүзгән (Сам. 2-яз. 12:10, 11). Йәнә бир вәзийәттә Давут Йәһваға пүтүнләй ишәнч қилмиғанлиғини көрсәткән, йәни у Йәһваниң буйруғиға қулақ салмай, Исраил қошунлирини санап чиққан. Давут өз қошунлириниң көплигидин бәкму пәхирләнгәнликтин шундақ қилған болуши мүмкин. Нәтиҗидә, немә иш болған? 70000ға еқин исраиллиқлар ваба билән өлгән (Сам. 2-яз. 24:1—4, 10—15).
13 Әгәр сиз шу вақитта исраиллар арисида яшиған болсиңиз, Давутқа қандақ көзқарашта болаттиңиз? «У Йәһваниң кәчүрүм қилишиға әрзимәйду!»— дәп һөкүм қилаттиңизму? Амма Йәһва Худа шундақ көзқарашта болмиған. У диққитини Давутниң пүтүн һаятида садақәтмән болғанлиғи вә гунасиға чиң қәлбидин товва қилғанлиғиға қаратқан. Шуңа Давутниң еғир гуна өткүзгәнлигигә қаримай, Худа уни кәчүргән. У Давутниң уни қанчилик сөйгәнлигини вә тоғра иш қилишни халайдиғанлиғини билгән. Йәһва Худаниң диққитини яхши пәзиләтлиримиз вә иш-һәрикәтлиримизгә ағдуридиғанлиғиға һәқиқәтән бәк миннәтдармиз (Пад. 1-яз. 9:4; Тар. 1-яз. 29:10, 17).
14. Башқилар үстидин һөкүм қилишни тохтитишимизға немә ярдәм бериду?
14 Йәһва мукәммәл болушимизни тәләп қилмиғинидәк, бизму башқилардин мукәммәл болушини тәләп қилмаслиғимиз керәк. Адәттә башқиларниң камчилиқлирини көрүп, уни тәнқит қилиш бәк асан. Амма роһий җәһәттин йетилгән киши башқиларниң камчилиғини көрсиму, йәнила уларға яхши муамилә қилиду. Тәбиий алмазниң сиртқи көрүнүши чирайлиқ әмәс, бирақ әқиллиқ адәм шу алмазни силиқлап ясиғандин кейин униң қанчилик чирайлиқ вә қиммәтлик болидиғинини яхши билиду. Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһкә охшаш бизму башқиларниң сиртқи көрүнүшигә, йәни камчилиғиға әмәс, уларниң яхши пәзиләтлиригә диққәт ағдурушқа тиришишимиз керәк.
15. Немә үчүн башқиларниң вәзийити һәққидә ойлап көрсәк, улар үстидин алдирап һөкүм чиқармаймиз?
15 Башқиларниң яхши тәрипигә диққәт қилипла қалмай, биз уларниң вәзийити һәққидә ойлинип көрсәк, башқиларни һөкүм қилиштин сақлиналаймиз. Әйса Мәсиһниң үлгисини көрүп бақайли. Бир қетим у ибадәтханида бир кәмбәғәл тул аялниң ғәзнә сандуғиға икки тәнгә ташлиғанлиғини көргән. Әйса: «Немә үчүн у аял көпирәк пул ташлимайду?»— дәп соримиған. У диққитини бу тул аялниң қанчилик пул ташлиғанлиғиға әмәс, бәлки, униң нийити вә вәзийитигә қаратқан. Әйса у аялни қолдин келишичә шундақ қилғини үчүн махтиған еди (Луқа 21:1—4).
16. Верониканиң тәҗрибисидин немини үгәндиңиз?
16 Әгәр биз Верониканиң баштин кәчүргәнлиригә диққәт қилсақ, башқиларниң вәзийити һәққидә ойлинишниң нәқәдәр муһимлиғини биләләймиз. Униң җамаитидә оғлидин ялғуз хәвәр алидиған бир ана болған. Вероника шундақ дәйду: «Мән уларниң җамаәт учришишларға вә вәз хизмитигә дайим қатнашмайдиғанлиғини көрдүм. Шуңа улар тоғрилиқ көңлүмдә сәлбий ой-пикир болди. Кейин униң билән вәз хизмәткә чиққанда, у өз оғлиниң әқли ихтидари аҗизлиғи (аутизм) сәвәплик қийинчилиқларға дуч кәлгәнлигини ейтип бәрди. У өзлириниң җисманий вә роһий җәһәттики еһтияҗлирини тәминләш үчүн қолидин келишичә тиришқан еди. Бәзидә оғлиниң саламәтлиги түпәйли, башқа җамаәт учришишқа қатнишиши керәклигини ейтти». Вероника сөзлирини хуласиләп, мундақ дәйду: «Мән бу қериндашниң шундақ көп қийинчилиқларни баштин өткүзүватқанлиғини билмигән едим. Униң шундақ вәзийәттә Йәһваға қолидин келишичә хизмәт қилишқа тиришиватқанлиғиға бәк миннәтдармән вә уни һөрмәтләймән».
17. Яқуп 2:8-айәткә асасланғанда, биз немә қилишимиз керәк вә буни қандақ қилалаймиз?
17 Әгәр биз дайим башқилар үстидин һөкүм чиқиришқа майил болуватқанлиғимизни байқисақ, немә қилишимиз керәк? Биз қериндашлиримизни сөйүшимиз керәклигини унтумаң (Яқуп 2:8ни оқуң). Биз Йәһваға сәмимий дуа қилип, униңдин башқилар үстидин һөкүм қилишни тохтитишимизға ярдәм беришни өтүнүп соришимиз керәк. Дуалиримизға мас тәшәббускарлиқ билән әшу өзүмиз сәлбий көзқарашта болуватқан киши билән параңлишишимиз керәк. Шундақ қилсақ, уни техиму яхширақ тоналаймиз. Мәсилән, буниң үчүн уни бирликтә вәз хизмәткә яки тамақ йейишкә тәклип қилсақ болиду. Биз қериндишимизни яхширақ чүшиниш җәриянида чоқум Яратқучи Йәһва вә Әйса Мәсиһни үлгә қилип, униң яхши тәрәплирини көрүшкә тиришишимиз лазим. Шундақ болғанда, биз яхши падичи Әйсаниң авазиға қулақ селип, башқилар үстидин һөкүм қилишни тохтиталаймиз.
18. Яхши падичиниң авазиға қулақ салғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?
18 Худди қойлар падичиниң авазиға қулақ салғинидәк, Әйсаниң шагиртлириму униң авазиға қулақ салиду. Әгәр биз турмуштики маддий еһтияҗлиримиз һәққидә ғәм-әндишә қилишни вә башқилар үстидин һөкүм чиқиришни тохтитишқа тиришсақ, Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ көрсәткән тиришчанлиғимизни бәрикәтләйду. Мәйли кичик пада яки башқа қойлар арисида болайли, яхши падичимизниң авазиға қулақ селип, давамлиқ униң көрсәтмилиригә бойсунайли (Луқа 12:32; Йоһ. 10:11, 14, 16). Кейинки мақалидә биз Әйсаниң әгәшкүчилири чоқум қилиши керәк болған икки нәрсә һәққидә муһакимә қилимиз.
53-НАХША Инақлиқта хизмәт қилиш
a Әйса өз қойлири униң авазиға қулақ салиду дегәндә, өз шагиртлириниң униң тәлимлиригә қулақ селип, һаятида шуларни әмәлий қоллинидиғанлиғини көздә тутқан. Бу мақалидә турмуштики маддий нәрсиләрдин ғәм қилмаслиқ вә башқиларни һөкүм қилишни тохтитиш һәққидә Әйсаниң икки муһим тәлимини муһакимә қилимиз вә шуларни һаятимизда қандақ әмәлий қоллиналайдиғанлиғимизни үгинимиз.
b СҮРӘТТӘ: Бурадәр ишидин айрилип, аилисини баққидәк пули йоқ. У туридиған башқа өйни тепиши керәк. Әгәр у диққәт қилмиса, Йәһваға ибадәт қилишни биринчи орунға қоюшниң орниға, диққитини қийинчилиқларға қаритип, Йәһвадин жирақлишип кетиши мүмкин.
c СҮРӘТТӘ: Бирақ у нарәсмий вәз қилиш, яшанғанларға әмәлий ярдәм бериш вә ибадәт қилидиған җайларни яхши асрап тутуш қатарлиқ ишларға тәйяр туруп, яхши пәзиләтләрни көрситиватиду.