19-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Һәққаний адәмгә һечнемә путликашаң болалмайду
«Қануниңни сөйгәнләрниң хатирҗәмлиги бүйүктур вә уларға путликашаң йоқ» (ЗӘБ. 119:165).
32-НАХША Тәврәнмәй чиң турайли!
БУ МАҚАЛИДӘ a
1, 2. Бир язғучи немә дегән вә бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?
БҮГҮНКИ күндә миллионлиған адәмләр Әйсаға ишинимиз дәйду, амма Әйсаниң тәлимлирини қобул қилмайду (Тим. 2-х. 4:3, 4). Бир язғучи мундақ дегән: «Әгәр бүгүнки күндә аримизда Әйсаға охшаш бири болуп, у өтмүштә ейтқан сөзләрни ейтса,... икки миң жил илгири уни рәт қилғанларға охшаш, бүгүн бизму уни рәт қилаттуқму?... Җавави: “Әлвәттә, рәт қилаттуқ”».
2 Биринчи әсирдә нурғун кишиләр Әйсаниң тәлимлирини аңлиған, мөҗүзилирини көргән болсиму, бирақ Әйсани рәт қилған. Немә үчүн? Алдинқи мақалидә, биз Әйсаниң сөзлири, ишлири немә үчүн адәмләргә путликашаң болғанлиғиниң төрт сәвәвини көрүп чиққан. Һазир йәнә башқа төрт сәвәвини көрүмиз. Бүгүнки күндә кишиләр немә үчүн Әйсаниң әгәшкүчилирини рәт қилиду вә биз путлишип кетиштин өзүмизни қандақ сақлалаймиз, дегәнләрни көрүп чиқайли.
1. ӘЙСА ҺӘММИСИГӘ ТӘҢ ҚАРИҒАН
3. Әйсаниң қайси ишлири бәзиләр үчүн путликашаң болған?
3 Әйса йәр йүзидә яшиғанда байлар вә һоқуқдарлар билән һәмдәстихан болған, бирақ көпинчә вақтини кәмбәғәл вә езилгәнләр билән өткүзгән. Йәнә у адәттә гунакар дәп қаралған кишиләргә ич ағритқан. Әйсаниң ишлири өзини һәққаний дәп санайдиғанлар үчүн путликашаң болған. Улар Әйсаниң шагиртлиридин мундақ сориған: «Немишкә силәр селиқ жиққучилар һәм гунакарлар билән бир дәстиханда олтирисиләр?» Әйса уларға: «Сағлам адәмләр әмәс, бәлки бемарлар дохтурға муһтаҗдур. Мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни товва қилишқа чақирғили кәлдим»,— дегән (Луқа 5:29—32).
4. Йәшая пәйғәмбәрниң сөзлири бойичә, йәһудийлар Мәсиһ һәққидә немиләрни күтүши керәк еди?
4 Муқәддәс Язмилар немә дәйду? Мәсиһ келиштин узун заманлар илгири, Йәшая пәйғәмбәр бу дунияниң Мәсиһни қобул қилмайдиғанлиғи һәққидә мундақ ейтқан: «У кишиләр тәрипидин кәмситилиду, улар униңдин жирақлишиду... Шуниң билән униңдин йүзләр қачурулиду; У кәмситилиду, биз уни һеч нәрсигә әрзимәс дәп һесаплидуқ» (Йәшая 53:3, КТ). «Кишиләр» Мәсиһни рәт қилиши керәк еди. Шуңа биринчи әсирдә йәһудийлар чоқум Әйсаниң рәт қилинишини күтүши керәк еди.
5. Бугүнки күндә адәмләр Әйсаниң әгәшкүчилиригә қандақ қарайду?
5 Бүгүнки күндә адәмләр охшаш көзқараштиму? Шундақ. Нурғун диний йетәкчиләр өз җамаәтлиригә бу дуниядики даңлиқ, бай вә әқиллиқ саналған адәмләрниң қошулушини халайду. Шу йетәкчиләр һәтта җамаәткә йеңидин қошулғанларниң әхлақи яки һаят тәрзи Худаниң қанунлириға мас кәлмәйдиғанлиғини билсиму, рухсәт қилиду. Улар йәнә Йәһваниң қизғин, әдәп-әхлақлиқ хизмәтчилирини муһим әмәс, дәп қарайду. Сәвәви Худа хизмәтчилири бу дунияниң өлчәмлири бойичә яшимайду. Паул дегәндәк, Худа әрзимәс яки қәдирсиз дәп қаралғанларни таллайду (Кор. 1-х. 1:26—29). Амма Йәһва үчүн барлиқ садиқ хизмәтчилири қәдир-қиммәтликтур.
6. Мәтта 11:25, 26-айәтләрдә көрситилгәндәк, Әйсаниң көзқаришини қандақ үлгә қилалаймиз?
6 Биз путлишип кетиштин өзүмизни қандақ сақлалаймиз? (Мәтта 11:25, 26ни оқуң) Бу дунияниң Худа хәлқигә болған көзқаришиниң тәсиригә учримаң. Йәһва пәқәт кәмтәр адәмни Өз ирадисини орунлашқа ишлитидиғанлиғини қобул қилиң (Зәб. 138:6). Йәһваниң бу дунияда әқилсиз яки билимсиз, дәп қаралғанларни қоллинип, қанчилик көп ишларни әмәлгә ашурғанлиғини ойлап көрүң.
2. ӘЙСА САХТА ТӘЛИМЛӘРНИ АШКАРӘ ҚИЛҒАН
7. Әйса немә үчүн пәрисийләрни сахтипәзләр дәп атиған вә улар қандақ инкас қайтурған?
7 Әйса сахтипәзликкә толған диний қаидә-йосунларни җасарәт билән әйиплигән. Мәсилән, у пәрисийләрниң ата-анилириға ғәмхорлуқ қилишқа қариғанда, қоллирини қандақ жуюшқа көпирәк көңүл бөлгәнлигини ашкарә қилған (Мәтта 15:1—11). Шагиртлири Әйсаниң сөзлиригә һәйран болғач, мундақ сориған: «Пәрисийләр сениң сөзлириңни аңлап, путликашаң болғинини биләмсән?» Әйса уларға: «Асмандики Атам олтарғузмиған һәрқандақ өсүмлүк йилтизидин қомурулуп ташлиниду. Уларға қаримаңлар. Улар — қарғу йетәклигүчиләр. Әгәр қарғу қарғуни башлап маңса, һәр иккилиси ориға чүшүп кетиду»,— дәп җавап бәргән (Мәтта 15:12—14). Диний йетәкчиләр сәлбий инкас қайтурсиму, Әйса һәқиқәтни сөзләштин чекинмигән.
8. Әйса Худаниң барлиқ диний етиқатларни қобул қилмайдиғанлиғини қандақ көрсәткән?
8 Әйса сахта диний тәлимләрниму ашкарә қилған. У барлиқ диний етиқатларни Худаниң қобул қилидиғанлиғини ейтмиған. Әксинчә, у нурғун кишиләрниң һалакәткә йетәкләйдиған кәң йолда маңидиғанлиғи, шуниңдәк азғина кишиләрниң һаятқа йетәкләйдиған тар йолда маңидиғанлиғини ейтқан (Мәт. 7:13, 14). У бәзиләрниң Худаға хизмәт қилғандәк көрүнсиму, әмәлийәттә Худаға хизмәт қилмайдиғанлиғини ениқ көрситип: «Сахта пәйғәмбәрләрдин пәхәс болуңлар. Улар силәргә қой терисидә келиду, амма ичидә жиртқуч бөриләрдур. Уларни мевилиридин тонувалисиләр»,— дәп агаһландурди (Мәт. 7:15—20).
9. Әйса қандақ бәзи сахта диний тәлиматларни ашкарә қилған?
9 Муқәддәс Язмилар немә дәйду? Мәсиһниң Худаниң өйигә болған қизғинлиғи оттәк болған (Зәб. 69:9; Йоһ. 2:14—17). Әйсаниң шу қизғинлиғи сахта диний етиқатларни вә урп-адәтләрни ашкарә қилишқа дәвәт қилған. Мәсилән, пәрисийләр җан өлмәйду дәп ишәнгән. Әйса болса, өлгәнләр ухлайду дәп тәлим бәргән (Йоһ. 11:11). Садуқийлар тирилиш болмайду дегән, Әйса болса дости Лазарни тирилдүргән (Йоһ. 11:43, 44; Әлч. 23:8). Пәрисийләр һәммә нәрсә тәғдир-пешанә вә Худаға бағлиқ, дәп қариған. Әйса болса инсан Худаға хизмәт қилиш-қилмаслиқни өзи таллалайду, дәп тәлим бәргән (Мәт. 11:28).
10. Немә үчүн нурғун кишиләр Муқәддәс китапқа асасланған тәлимлиримизни рәт қилиду?
10 Бүгүнки күндә адәмләр охшаш көзқараштиму? Шундақ. Биз Муқәддәс китап арқилиқ бәзи хата диний көзқарашларни ашкарилиғач, нурғун кишиләр бизни рәт қилиду. Диний йетәкчиләр адәмләрни өз алиқинида сақлаш үчүн рәзилләрни Худа дозақта җазалайду, дәп үгитиду. Меһир-муһәббәтлик Худаниң хизмәтчилири сүпитидә, сахта тәлимни ашкарә қилимиз. Диний йетәкчиләр җан өлмәйду, дәп тәлим бериду. Шу тәлим тоғра болса, һечким тирилдүрүшкә муһтаҗ болматти. Шуңа әшу тәлимниң Муқәддәс Язмиларда йоқлиғини испатлаймиз. Нурғун динлар тәғдир-пешанә алдин-ала бәлгүләнгән, дәп үгитиду. Әксинчә, биз таллаш әркинлигимиз бар вә Худаға хизмәт қилишни өзүмиз таллалаймиз, дәп үгитимиз. Биз диний йетәкчиләрниң сахта тәлимлирини ашкарилисақ, көпинчә вақитларда улар ғәзәплиниду.
11. Йоһан 8:45—47 айәтләргә асасланғанда, Худа Өз хәлқидин немини тәләп қилиду?
11 Биз путлишип кетиштин өзүмизни қандақ сақлалаймиз? Биз һәқиқәтни сөйсәк, ундақта чоқум Худаниң Сөзигә ишинишимиз вә бойсунушимиз керәк (Йоһан 8:45—47ни оқуң). Биз Шәйтанға охшаш, һәқиқәттин үз өрмәймиз. Етиқадимизға мас кәлмәйдиған ишларни һәргизму қилмаймиз (Йоһ. 8:44). Худа Өз хәлқидин рәзилликтин нәпрәтлинип, яхшилиқни тутушни тәләп қилиду. Әйсаму дәл шундақ қилған (Рим. 12:9; Ибр. 1:9).
3. ӘЙСА ЗИЯНКӘШЛИККӘ УЧРИҒАН
12. Әйсаниң түврүктә өлтүрүлгини немә үчүн көплигән йәһудийларға путликашаң болған?
12 Әйсаниң заманидики йәһудийларға йәнә немә путликашаң болған? Паул: «Биз түврүктә өлтүрүлгән Мәсиһни вәзә қилимиз. Бу йәһудийлар үчүн путликашаңлиқ»,— дегән (Кор. 1-х. 1:23). Әйсаниң түврүк яғачта өлгини немә үчүн көплигән йәһудийларға путликашаң болған? Униң шундақ өлүши улар үчүн бу Мәсиһ әмәс, бәлки бир җинайәтчи вә гунакар кәби көрүнгән (Қ. шәр. 21:22, 23).
13. Әшу путлишип кәткәнләр немә үчүн Әйсаға ишәнмигән?
13 Әйсаниң өлүми сәвәплик путлишип кәткән әшу йәһудийлар, униң бегуна, ялған әйипләнгәнлиги вә адаләтсиз муамилигә учриғанлиғиға ишәнмигән. Әйсани сотлиғанлар адаләт билән һөкүм қилмиған. Йәһудийларниң алий соти тезла бир йәргә келип, Әйсани сотлиған. Уларниң шундақ сот ечиши қанунға зит болған (Луқа 22:54; Йоһ. 18:24). Сотчилар Әйсаға қарши әйипләш вә гувалиқларни адиллиқ билән тиңшашниң орниға, уни өлүм җазасиға һөкүм қилиш үчүн ялған испатларни издигән. Бу үнүм бәрмигәндә, Баш роһаний Әйсани сөзидин тутувелип, гунакар дәп әйиплимәкчи болған. Бу қанунға хилап еди (Мәт. 26:59; Марк 14:55—64). Әйса тирилгәндин кейин, қәбриниң қуруқ қалғанлиғини чүшәндүридиған ялған гәп-сөзләрни тарқитиш үчүн, адаләтсиз сотчилар қәбрини қоғдиған Рим әскәрләргә пул бәргән (Мәт. 28:11—15).
14. Мәсиһниң өлүми һәққидә Муқәддәс Язмиларда алдин-ала немиләр ейтилған?
14 Муқәддәс Язмилар немә дәйду? Гәрчә Әйсаниң заманида нурғун йәһудийлар чоқум Мәсиһниң өлүшини күтмигән болсиму, Муқәддәс Язмиларда шу һәққидә қандақ бәшарәт қилинғанлиғиға диққәт қилайли: «У... өз җенини тутуп бәрди, шундақла өзиниң асийлиқ қилғучиларниң қатарида санилишиға йол қойди. Шуниң билән у нурғун кишиләрниң гунайини өз үстигә алди, Өзини асийлиқ қилғучиларниң орниға қоюп улар үчүн дуа қилди» (Йәшая 53:12, КТ). Демәк Әйса гунакар сүпитидә өлтүрүлгәндә, бу йәһудийларға путликашаң болмаслиғи керәк еди.
15. Йәһва гувачилириға қарши қандақ әйипләшләр бәзиләргә путликашаң болған?
15 Бүгүнки күндә адәмләр охшаш көзқараштиму? Шундақ. Әйса адаләтсизлик билән сотлинип, һөкүм қилинған. Йәһва гувачилириму шуниңға охшаш адаләтсизликкә учрап келиватиду. Мәсилән, Америкида 1930—1950 жилларғичә, Худаға ибадәт қилиш әркинлигимизни қоғдаш үчүн көп қетим сотларға бардуқ. Бәзи сотчилар бизни ашкарә камситип қарши чиққан. Канаданиң Квебек өлкисидә чирко вә һөкүмәт бирлишип, бизгә қарши чиққан. Нурғун вәз ейтқучилар өз хошнилириға Худа Падишалиғи һәққидә хуш хәвәрни ейтқачқа, түрмигә ташланған. Германиядики нацист һөкүмәт нурғун садақәтмән яш бурадәрлиримизни өлүм җазасиға һөкүм қилған. Йеқинқи жилларда Россиядә нурғун қериндашлиримиз Муқәддәс китап тоғрисида сөзлигини үчүн әйиплинип, түрмигә ташланди. Чүнки һөкүмәт вәз хизмитини ашқун (экстремист) паалийәт, дәп көрсәткән. Һәтта рус тилидики Муқәддәс китапниң «Йеңи дуния тәрҗимисини» мәнъий қилди, чүнки униңда Йәһва дегән исим қоллинилғач, ашқунлуқни тәшвиқ қилидиған материал дәп қаралған.
16. Йоһанниң 1-хети 4:1-айәттә тәкитләнгәндәк, Йәһваниң хәлқи һәққидә ейтилған ялғанчилиқларға немә үчүн алданмаслиғимиз керәк?
16 Биз путлишип кетиштин өзүмизни қандақ сақлалаймиз? Испатларни тәкшүрүш керәк. Әйса тағдики нутуғида тиңшиғучилирини, бәзиләр силәргә қарши ялған сөзләрни ейтип, зиянкәшлик қилиду дәп агаһландурған (Мәт. 5:11). Шу ялғанчилиқларниң мәнбәси Шәйтан. У һәқиқәтни сөйгәнләргә зиянкәшлик қилиш үчүн, қаршилашқучиларни ишлитип, қип-қизил ялғанларни тарқитиду (Вәһ. 12:9, 10). Шуңа биз шундақ ялғанчилиқларни рәт қилишимиз вә уларниң бизни қорқутуп, етиқадимизни аҗизлаштурушиға қәтъий йол бәрмәслигимиз керәк (Йоһанниң 1-хети 4:1ни оқуң).
4. ӘЙСАҒА ХАИНЛИҚ ҚИЛҒАН ВӘ УНИ ТАШЛАП КӘТКӘН
17. Әйсаниң өлүми алдида йүз бәргән қайси ишлар бәзиләр үчүн путликашаң болған?
17 Әйсаниң өлүмдин авал, 12 әлчисидин бири униңға сатқунлуқ қилған. Шу кечиси йәнә бир әлчиси үч қетим униңдин танған вә башқилири уни ташлап кетип қалған (Мәт. 26:14—16, 47, 56, 75). Әйса буниңға һәйран қалмиған. У һәтта шу ишларниң йүз беришини алдин-ала ейтқан (Йоһ. 6:64; 13:21, 26, 38; 16:32). Бәзиләр буни көргәндә, путлишип жиқилған, сәвәви улар бәлким өз-өзигә мундақ дегән: «Әгәр Әйсаниң шагиртлири шундақ қилған болса, мән шуларға қошулушни халимаймән».
18. Әйсаниң өлүми билән мунасивәтлик вақиәләр қайси бәшарәтләрни әмәлгә ашурған?
18 Муқәддәс Язмилар немә дәйду? Көп әсирләр илгири, Йәһва Өз Сөзидә Мәсиһниң 30 күмүч тәңгигә сетиветилидиғанлиғини көрсәткән (Зәк. 11:12, 13). Әйсани сетивәткүчи йеқин достлири арисидин бири болуши керәк еди (Зәб. 41:9). Зәкәрия пәйғәмбәрму шундақ язған: «Падичини урувәт, қойлар патипарақ болуп тарқитиветилиду» (Зәк. 13:7, КТ). Шу вақиәләр сәвәплик путлишип жиқилишниң орниға, сәмимий кишиләр бәшарәтләрниң Әйса Мәсиһтә әмәлгә ашқанлиғини көрүп етиқади күчийиши керәк еди.
19. Сәмимий адәмләр немини билиду?
19 Бүгүнки күндә адәмләр охшаш көзқараштиму? Шундақ. Һәқиқәттин чәтнәп кәткән һәммигә тонушлуқ бәзи гувачилар һәқиқәткә дүшмәнлик қилип, башқиларниму һәқиқәттин уз өрүтүшкә һәрикәт қиливатиду. Улар интернет яки әхбарат васитилири арқилиқ Йәһва гувачилири һәққидә йерим ялған яки қип-қизил ялғанни вә сәлбий гәп-сөзләрни тарқитип жүриду. Амма сәмимий адәмләр бундақ ялғанчилиқларға алданмайду. Әксинчә улар шундақ ишларниң йүз беридиғанлиғи Муқәддәс китапта бәшарәт қилинғанлиғини билиду (Мәт. 24:24; Пет. 2-х. 2:18—22).
20. Һәқиқәтни ташлап кәткәнләр сәвәплик путлишип кәтмәслигимизгә немә ярдәм бериду? (Тимотийға 2-хәт 4:4, 5)
20 Биз путлишип кетиштин өзүмизни қандақ сақлалаймиз? Давамлиқ тәтқиқ қилиш, дайим дуа қилиш вә Йәһва тапшурған хизмәт билән алдираш болуш арқилиқ етиқадимизни күчлүк сақлишимиз керәк (Тимотийға 2-хәт 4:4, 5ни оқуң). Әгәр етиқадимиз күчлүк болса, Йәһва гувачилири һәққидики сәлбий хәвәрләрни аңлиғанда, һодуқуп кәтмәймиз (Йәшая 28:16). Һәқиқәтни ташлап кәткәнләр сәвәплик путлишип кәтмәслигимизгә Йәһваға, Униң Сөзигә вә етиқатдашлиримизға болған сөйгү-муһәббәт ярдәм бериду.
21. Бүгүнки күндә нурғун адәмләр биз йәткүзгән хәвәрни рәт қилсиму, немигә ишәнч қилалаймиз?
21 Биринчи әсирдә нурғун кишиләр Әйсани рәт қилған. Амма уни қобул қилғанларму көп болған. Шуларниң арисида йәһудийларниң Алий кеңишиниң бир әзаси вә көплигән роһанийларму бар еди (Әлч. 6:7; Мәт. 27:57—60; Марк 15:43). Шуниңға охшаш миллионлиған кишиләр бүгүнки күндиму путлишип кәтмигән. Немә үчүн? Чүнки улар Муқәддәс Язмилардин һәқиқәтни тапқан вә уларни сөйиду. Худа Сөзи: «Қануниңни сөйгәнләрниң хатирҗәмлиги бүйүктур вә уларға путликашаң йоқ»,— дәйду (Зәб. 119:165).
18-НАХША Худаниң чин муһәббити
a Алдинқи мақалидә, биринчи әсирдә адәмләр Әйсани немә үчүн рәт қилғанлиғиниң вә бүгүнки күндиму Әйсаниң әгәшкүчилирини рәт қиливатқанлиғиниң төрт сәвәвини көрүп чиқтуқ. Һазир путликашаң болидиған башқа төрт нәрсини көрүп чиқимиз. Биз йәнә немә үчүн Йәһвани сөйидиған сәмимий кишиләр өзлиригә һечнеминиң путликашаң болушиға йол қоймайдиғанлиғини көрүмиз.