45-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Бир-бириңларға садиқ меһир-муһәббәт көрситишни давамлаштуруңлар
«Бир-бириңларға меһир-муһәббәт вә рәһим-шәпқәт көрситиңлар» (ЗӘК. 7:9).
50-НАХША Худаниң меһир-муһәббәт үлгиси
БУ МАҚАЛИДӘ a
1, 2. Бир-биримизгә садиқ меһир-муһәббәт көрситишниң қандақ муһим сәвәплири бар?
БИР-БИРИМИЗГӘ садиқ меһир-муһәббәт көрситишниң муһим сәвәплири бар. Уларниң бирқанчисини Пәнд-нәсиһәтләр китавидин тапалаймиз: «Меһрибанлиқ вә садақәтни [садиқ меһир-муһәббәтни, ЙД] ташлима... Таписән шәпқәт вә иззәт шу чағда Худаниң һәм адәмләрниң нәзәридә... Кәлтүрәр рәһимдил [садиқ меһир-муһәббәт көрсәткән киши, ЙД] өзигә пайда... Һәққанийәт вә садиқлиқни [садиқ меһир-муһәббәтни, ЙД] издигәнләр, чин һаятлиқ, һәққанийлиқ вә һөрмәткә еришәр» (Пәнд н. 3:3, 4; 11:17; 21:21).
2 Пәнд-нәсиһәтләр китавидики айәтләрдин садиқ меһир-муһәббәт көрситишниң үч сәвәвини көрдуқ. Биринчи, садиқ меһир-муһәббәт көрсәтсәк, Йәһва Худа бизни қәдирләйду. Иккинчи, садиқ меһир-муһәббәт көрситиш өзүмиз үчүн пайдилиқ. Мәсилән, йеқин достларни тапалаймиз. Үчинчи, садиқ меһир-муһәббәт көрситиш үчүн тиришсақ, мәңгү һаятлиқни өз ичигә алған кәлгүсидики түрлүк бәрикәтләргә йол ечилиду. Демәк, садиқ меһир-муһәббәт көрситишниң муһим сәвәплири бар. Шуңа Йәһваниң мону агаһландурушиға қулақ салайли: «Бир-бириңларға [садиқ, ЙД] меһир-муһәббәт вә рәһим-шәпқәт көрситиңлар» (Зәк. 7:9).
3. Бу мақалидә қайси соалларға җавап тапимиз?
3 Биз кимләргә садиқ меһир-муһәббәт көрситишимиз керәк? Рут китавидин садиқ меһир-муһәббәт көрситиш һәққидә немиләрни үгинәләймиз? Бүгүнки күндә биз бу пәзиләтни қандақ көрситәләймиз? Садиқ меһир-муһәббәт көрсәтсәк, биз үчүн қандақ пайдиси бар? Бу төрт соалға мошу мақалидә җавап тапимиз.
КИМЛӘРГӘ САДИҚ МЕҺИР-МУҺӘББӘТ КӨРСИТИШИМИЗ КЕРӘК?
4. Садиқ меһир-муһәббәт көрситиштә Йәһвани қандақ үлгә қилалаймиз? (Марк 10:29, 30)
4 Алдинқи мақалә Йәһва пәқәт Уни сөйүп, Униңға хизмәт қилғанларғила садиқ меһир-муһәббәт көрситидиғанлиғини чүшинишимизгә ярдәм бәргән (Дан. 9:4). Биз Худани үлгә қилип, Униң амрақ балилири болушни халаймиз (Әфәс. 5:1). Шуңа җамаәттә етиқатчи қериндашлиримизға садиқ меһир-муһәббәт көрситишни халаймиз (Марк 10:29, 30ни оқуң).
5, 6. Адәттә садиқлиқ дегән сөз немини билдүриду?
5 Етиқатчи қериндашлиримизға садиқ меһир-муһәббәтни яхширақ көрситәлишимиз үчүн, әлвәттә, бу меһир-муһәббәтни яхширақ чүшинишимиз керәк. Буниң үчүн садиқ меһир-муһәббәт билән садиқлиқниң арисида қандақ пәриқ барлиғини көрүп бақайли. Бир мисални көз алдимизға кәлтүрүп бақайли.
6 Бир киши узун жиллар охшаш бир ширкәткә садиқлиқ билән хизмәт қилди дәйли. Бирақ у башлиқлириниң һечбирси билән учришип бақмиған. У көпинчә вақитларда ширкәтниң қаидә-түзүмлирини яқтурмиған болуши мүмкин. У бу ширкәтни яхши көргини үчүн әмәс, бәлки аилисиниң еһтияҗлирини қамдаш үчүн шу хизмитиниң болғинидин бәк хошал. Әгәр башқа бири уни яхширақ маашлиқ хизмәткә тәклип қилмиса, у шу ширкәттә пенсиягә чиққичә хизмәт қилишни давамлаштуриду.
7, 8. а) Бир кишини садиқ меһир-муһәббәтни көрситишкә немә дәвәт қилиду? ә) Немә үчүн Рут китавини көрүп чиқимиз?
7 Алтинчи абзацта тилға алған садиқлиқ билән садиқ меһир-муһәббәт арисида пәриқ бар. Шу пәриқ кишиниң нийитидә ипадилиниду. Қедимки заманда немә үчүн Худаниң хизмәтчилири садиқ меһир-муһәббәт көрсәткән? Әшу садиқ меһир-муһәббәтни көрсәткәнләр чоқум шундақ қилиши керәк болғини үчүн әмәс, бәлки, улар өз жүригидин халап, шундақ қилған. Давутниң мисалини көрүп бақайли. Гәрчә Йонатанниң дадиси Давутни өлтүрмәкчи болған болсиму, бирақ Давут өз дости Йонатанға садиқ меһир-муһәббитини чин жүрәктин көрситишни халиған. Йонатан өлүп, нурғун жиллардин кейинму Давут йәнила Йонатанниң оғли Мәфибошәтқа өзиниң садиқ меһир-муһәббитини көрситишни давамлаштурған (Сам. 1-яз. 20:9, 14, 15; Сам. 2-яз. 4:4; 8:15; 9:1, 6, 7).
8 Биз Рут китавини оқуш арқилиқ садиқ меһир-муһәббәт көрситиш һәққидә көпирәк нәрсиләрни үгинәләймиз. Рут китавида тәсвирләнгән шәхсләрдин садиқ меһир-муһәббәт көрситиш һәққидә немини үгинәләймиз. Шулардин үгәнгәнлиримизни җамаәттә қандақ әмәлий қоллиналаймиз b?
РУТ КИТАВИДИН САДИҚ МЕҺИР-МУҺӘББӘТ КӨРСИТИШ ҺӘҚҚИДӘ НЕМИЛӘРНИ ҮГИНӘЛӘЙМИЗ?
9. Немә үчүн Наоми өзигә Йәһва Худа қарши чиқиватиду дәп ойлиған?
9 Рут китавида биз Наоми, келини Рут вә Наоминиң ериниң туққини, Худадин әйминидиған киши Боазниң ишлири һәққидә оқуймиз. Исраил зиминида ачарчилиқ болғачқа, Наоми йолдиши вә икки оғли билән Моаб зиминиға көчүп кәткән. Шу йәрдә болғанда, Наоминиң йолдиши өлүп кәткән. Икки оғли болса, той қилған. Бирақ, ечинарлиқ йери, уларму өлүп кәткән (Рут 1:3—5; 2:1). Шу арқа-арқидин кәлгән мусибәтләр Наомини бара-бара чүшкүнлүккә чүшәргән. Шунчә үмүтсизләнгәч, у Йәһва униңға қарши чиқиватиду дәп ойлиған. У Худа һәққидики өз һис-туйғулирини ипадиләп, мундақ сөзләрни ейтқан: «Мени Худа урди... Һәммигә қадир Худа мени шор-пешанә қилди». У йәнә шундақ дегән: Пәрвәрдигар мени җазалиди. Һәммигә қадир Худа маңа азап-оқубәт салди (Рут 1:13, 20, 21, ҺЗ).
10. Йәһва Наоминиң шу аччиқ сөзлиригә қандақ инкас қайтурған?
10 Йәһва Наоминиң әшу аччиқ сөзлиригә қандақ инкас қайтурған? У қайғу-һәсрәткә толған хизмәтчисини ташлимиған. Әксичә, У Наомиға ич ағритқан. Йәһва шуни чүшиниду: «Җәбир-зулум дана адәмни наданға айландуриду» (Вәз 7:7). Бирақ Наомиға Йәһваниң уни ташлимиғанлиғини көрүп йетиш үчүн ярдәм керәк болған. Наомиға Йәһва қандақ ярдәм бәргән? (Сам. 1-яз. 2:8) У Рутни әвәтип, Наомиға садиқ меһир-муһәббитини көрсәткән. У меһрибанлиқ билән Наоминиң чүшкүнликтин қутулушиға вә Йәһваниң һазирму униңға меһир-муһәббәт көрситиватқанлиғини чүшинишигә ярдәм бәргән. Рутниң мисалидин немиләрни үгинәләймиз?
11. Немә үчүн меһрибан қериндашлиримиз көңли йерим яки роһи чүшкәнләргә ярдәм бериш үчүн тиришчанлиқ көрситиду?
11 Садиқ меһир-муһәббәт бизни көңли йерим болған яки үмүтсизләнгәнләргә ярдәм қолумизни сунушқа дәвәт қилиду. Наомиға йеқин туруп ярдәм бәргән Рутқа охшаш, бүгүнки күндиму меһрибан қериндашлиримиз җамаәттә көңли йерим яки роһи чүшкәнләргә ярдәм қолини сунушқа һәрқачан тәйяр. Улар қериндашлириға меһир-муһәббәт көрситип, қолидин келишичә ярдәмгә муһтаҗ қериндашларға ярдәм беришкә тиришиду (Пәнд н. 12:25; 24:10). Әлчи Паул бизни шундақ қилишқа үндәп, мундақ дегән: «Ғәмкин җанларни бәзләңлар, аҗизларға яр-йөләк болуңлар, барлиғиға узақ сәвирлик көрситиңлар» (Сал. 1-х. 5:14).
12. Дайим үмүтсизләнгән қериндашларға ярдәм беришниң әң яхши йоли қандақ?
12 Дайим роһи чүшкәнләргә ярдәм беришниң әң яхши йоли — уларниң сөзлирини диққәт билән тиңшаш вә уларни яхши көридиғанлиғиңизға ишәндүрүш. Йәһваниң қәдир қиммәтлик қойлириға ғәмхорлуқ қилсиңиз, У буни байқимай қалмайду (Зәб. 41:1). Пәнд-нәсиһәтләр 19:17-дә шундақ сөзләр йезилған: «Кәмбәғәлләргә рәһимдиллиқ қилған Пәрвәрдигарға қәриз бәргән билән баравәрдур. Униң шәпқитини Пәрвәрдигар қайтурар».
13. Рут вә Орпа қандақ охшимайдиған қарарларни чиқарған? Рут өзиниң садиқ меһир-муһәббитини қандақ көрсәткән? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
13 Наоминиң ери вә икки оғли өлүп кәткәндин кейин немә иш болғанлиғи һәққидә чоңқурирақ ойлансақ, садиқ меһир-муһәббәтни техиму яхширақ чүшинимиз. Наоми Пәрвәрдигарниң Өз хәлқигә бәхит әта қилип, мол һосул бәргәнлигини аңлап, өз жутиға қайтип кетишни қарар қилған (Рут 1:6). Униң келинлири униң билән биргә йолға чиққан. Бирақ сәпәр үстидә Наоми уларни үч қетим Моабқа қайтип кетишкә дәвәт қилған. Немә иш болғанлиғини мону айәттин оқалаймиз: «Орпа қейнаниси билән хошлишип кәтти. Рут болса униң йенида қалди» (Рут 1:7—14). Орпа Наоминиң сөзигә қулақ селип, өз жутиға қайтип кәткән, бирақ Рут болса, Наоминиң йенида қалған. Рутму өз ата-анисиниң қешиға қайтип кәтсә болатти, бирақ Наоми билән қалған. Униңға ярдәм беришни қарар қилип, садиқ меһир-муһәббәт көрсәткән (Рут 1:16, 17). У шундақ қилиши керәк болғанлиғи үчүн әмәс, бәлки, өзи халиғини үчүн Наоминиң қешида қелишни таллиған. Рут садиқ меһир-муһәббәтни көрсәткән. Рутниң қилғанлиридин немини үгинәләймиз?
14. а) Қериндашлар Рутни қандақ үлгә қиливатиду? ә) Ибранийларға 13:16-айәткә асасланғанда, қандақ қурбанлиқлар Худани хурсән қилиду?
14 Садиқ меһир-муһәббәт бизни башқиларға ярдәм бериш үчүн көпирәк тиришчанлиқ көрситишкә дәвәт қилиду. Худди өтмүштикидәк, бүгүнки күндиму нурғунлиған қериндашлар етиқатчи қериндашлири үчүн, һәтта өзи көрүп бақмиғанлар үчүнму садиқ меһир-муһәббитини көрситип келиватиду. Мәсилән, улар тәбиий апәт болғанлиғини аңлиғанда, дәрһал шу йәрдики қериндашларға ярдәм беришкә тиришиду. Җамаәттә бириниң бешиға еғир күн кәлгәндә, улар униңға керәклик маддий вә ихтисадий ярдәм бериш үчүн дәрһал һәрикәткә келиду. Бүгүнки күндә қериндашлар худди биринчи әсирдики македонийәликләргә охшайду. Улар қийинчилиқларни тартиватқан қериндашлириға ярдәм бериш үчүн өзиниң қолидин кәлгәндинму көпирәк қурбанлиқларни беришкә тәйяр (Кор. 2-х. 8:3). Йәһва қериндашларниң шундақ садиқ меһир-муһәббәт көрситиватқанлиғини көргәндә, наһайити хошал болиду (Ибранийларға 13:16ни оқуң).
БҮГҮНКИ КҮНДӘ БИЗ САДИҚ МЕҺИР-МУҺӘББӘТНИ ҚАНДАҚ КӨРСИТӘЛӘЙМИЗ?
15, 16. Рут өз қараридин қәтъий ваз кәчмәйдиғанлиғини қандақ көрсәткән?
15 Биз Рут билән Наоминиң һекайилиридин көп нәрсиләрни үгинәләймиз. Һазир уларниң вақиәлиридин бир қанчисини муһакимә қилип көрәйли.
16 Бәл қоювәтмәй ярдәм беришкә тиришиң. Рут қейинанисиға һәмра болуп, Йәһудийәгә бармақчи болғанда, Наоми дәсләптә уни рәт қилип, өйигә қайтип кетишни буйриған. Бирақ Рутниң қарари қәтъий болған. Муқәддәс китап кейин немә иш болғанлиғи һәққидә мундақ дәйду: «Наоми униң мошундақ қаттиқ турғинини көрүп, уни қайтип кетишкә мәҗбурлимиди» (Рут 1:15—18).
17. Бизниң дәрһалла ваз кәчмәслигимизгә немә ярдәм бериду?
17 Немини үгәндуқ? Чүшкүнлүккә чүшкәнләргә ярдәм бериш үчүн сәвирчан болуш керәк. Бирақ уларға ярдәм бериштин ваз кәчмәслигимиз лазим. Ярдәмгә еһтияҗи бар бир қериндаш дәсләптә ярдимимизни рәт қилиши мүмкин. Бирақ садиқ меһир-муһәббәт бизни ваз кәчмәй, күчимизниң йетишичә униңға ярдәм беришкә дәвәт қилиду (Гал. 6:2). Биз шу қериндашниң ахирида ярдәм қолумизни рәт қилмай, униң еғирчилиғини көтүрәлишигә ярдәм беришимизгә йол қоюшини үмүт қилимиз.
18. Немә Рутниң көңлини йерим қилған болуши мүмкин?
18 Көңлүңизгә алмаң. Наоми Рут билән Бәйтләһәмгә йетип кәлгәндә, у илгирики хошнилири билән көрүшкән. У уларға шундақ дегән: «Мән бу җайдин йетәрлик чиққан едим, һазир болса Йәһва мени қуруқ қол қайтурди» (Рут 1:21). Наоминиң бу сөзлирини аңлиғанда, Рутниң қандақ һис-туйғуда болғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Рут Наомиға ярдәм бериш үчүн қолидин кәлгәнниң һәммисини қилған. Мәсилән, Рут Наоми билән биллә жиғлиған, униңға тәсәлли бәргән, нәччә күн узун йолларни бесип, униң билән биллә сәпәр қилған. Шуларниң һәммисигә қаримай, Наоми: «Пәрвәрдигар мени қуруқ қол қайтурди»,— дегән. Наоми һәтта йенида турған Рутниң қилған шунчә ярдимини қәдирлимигәндәк сөзләрни қилған еди. Бу сөзләрни аңлиған Рутниң көңли чоқум йерим болған. Бирақ у Наомиға ярдәм бериштин ваз кәчмигән.
19. Роһи чүшкән қериндашқа ярдәм бериштин ваз кәчмәслигимизгә немә ярдәм бериду?
19 Немини үгәндуқ? Бүгүнки күндә роһи чүшкән бир қериндашниң униңға ярдәм бериш үчүн көрсәткән тиришчанлиғимизға қаримай, көңлүмизни рәнҗитидиған сөзләрни қилиши мүмкин. Бирақ биз уни көңлүмизгә алмаслиққа тиришимиз. Әксинчә, биз шу ярдәмгә муһтаҗ қериндашқа ярдәм бериштин ваз кәчмәймиз вә униңға тәсәлли беришниң яхширақ йолини тепиш үчүн Йәһвадин ярдәм сорап дуа қилимиз (Пәнд н. 17:17).
20. Рутниң давамлиқ Наомиға ярдәм бериштин ваз кәчмәслигигә немә ярдәм бәргән?
20 Дәл вақтида тәсәлли бериң. Рут Наомиға садиқ сөйгү-муһәббитини көрсәткән. Бирақ һазир Рут өзи тәсәллигә муһтаҗ болған. Йәһва Боазни әвәтип, Рутқа тәсәлли бәргән. Боаз Рутқа шундақ сөзләрни қилған: «Пәрвәрдигар қилған яхшилиқлириңни өзәңгә яндурғай. Сән қанити астида паналиқ издигән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар саңа мол илтипатини яғдурғай». Әшу көңүл көтиридиған чирайлиқ сөзләр Рутқа тәсәлли бәргән. Рут Боазниң шу сөзлиригә җавап қайтуруп, мундақ дегән: «Сиз маңа тәсәлли берип, қулиңизниң жүригигә сөзлидиңиз» (Рут 2:12, 13). Рут муһтаҗ болуп турғанда, Боазниң дәл вақтида ейтқан сөзлири Рутқа күч-мәдәт бәргәч, у бәл қоювәтмигән!
21. Йәшая 32:1, 2-айәтләргә асасланғанда, ақсақаллар башқиларға қандақ ярдәм бериду?
21 Немини үгәндуқ? Башқиларға садиқ меһир-муһәббитини көрсәткәнләр бәзидә өзлириму тәсәллигә муһтаҗ болиду. Боаз Рутниң Наомиға меһрибанлиқ билән қилған ярдимигә диққәт қилғанда, Рутни махтиған еди. Бүгүнки күндә ақсақалларму җамаәттики қериндашларниң башқиларға меһрибанлиқ билән ярдәм бериватқанлиғини көргәндә, уларни махтайду. Шундақ дәл вақтида қилинған махташ сөзлири қериндашларниң башқиларға давамлиқ ярдәм беришигә күч бериду (Йәшая 32:1, 2ни оқуң).
САДИҚ МЕҺИР-МУҺӘББӘТ КӨРСИТИШНИҢ ПАЙДИСИ
22, 23. Наоминиң кәйпиятиниң өзгиришигә немә ярдәм бәргән вә немә үчүн? (Зәбур 136:23, 26)
22 Бираз вақиттин кейин Боаз Рут вә Наомиға ашлиқларни берип, сехийлиғини көрсәткән (Рут 2:14—18). Боазниң сехийлиғини көргәндә, Наоми шундақ дегән: «Тирикләрниму һәм өлүкләрниму меһридин [садиқ меһир-муһәббитидин, ЙД] айримиған Йәһва шу кишини бәрикәтлисун!» (Рут 2:20) Наоминиң көзқаришида немә дегән чоң өзгириш болған, һә! Илгири у жиғлап: «Мени Худа урди»,— дегән сөзләрни қилған. Бирақ әмди болса, у хошаллиқ билән Йәһваниң өзигә садиқ меһир-муһәббәт көрситишни тохтатмиғанлиғини ейтқан. Наоминиң кәйпиятиниң өзгиришигә немә ярдәм бәргән?
23 Наоми ахири Йәһваниң һечқачан уни ташлимиғанлиғини чүшинишкә башлиған. Йәһва Рутни ишлитип, Наоминиң Йәһудийәгә қайтиш сәпиридә ярдәм бәргән еди (Рут 1:16). Наоми йәнә Йәһваниң Боазни ишлитип, өзигә вә Рутқа ярдәм бәргәнлигиниму чүшәнгән (Рут 2:19, 20). Наоми, бәлким, көңлидә өз-өзигә шундақ дегән: «Мән әнди чүшәндим, Йәһва һечқачан мени ташлимиған, У һәрқачан мән билән болған екән» (Зәбур 136:23, 26ни оқуң). Наоми Рут вә Боазниң униңға ярдәм бериштин ваз кәчмигәнлигигә қанчилик миннәтдар болғанду, һә! Ахирида үчилисиниң шат-хорамлиққа толғанлиғини тәсәввур қилиш биз үчүн қийин әмәс!
24. Етиқатчи қериндашларға садиқ меһир-муһәббитимизни көрситишни давамлаштурушимизниң сәвәви немә?
24 Рут китавидин садиқ меһир-муһәббәт һәққидә немиләрни үгәндуқ? Садиқ меһир-муһәббәт роһи чүшкән қериндашларға ярдәм бериштин алдирапла ваз кәчмәсликкә дәвәт қилиду. Бизни уларға ярдәм бериш үчүн пүтүн күчимиз билән тиришишқа үндәйду. Башқиларға садиқ меһир-муһәббитини көрситишкә тиришиватқанларни ақсақаллар өз вақтида йеқимлиқ сөзләр билән махтап туруши керәк. Роһи чүшкәнләрниң қайтидин Йәһваға хошаллиқ билән хизмәт қилишни башлиғанлиғини көргәндә, биз интайин хошал болимиз (Әлч. 20:35). Садиқ меһир-муһәббәтни көрситишни давамлаштурушимизниң әң муһим сәвәви — Йәһвани үлгә қилип, Униң көңлини хурсән қилиш. Чүнки Йәһва — садиқ меһир-муһәббити мол Худадур (Чиқ. 34:6; Зәб. 33:22).
35-НАХША Рәхмәт, Худа, сәвирчанлиғиңға
a Йәһва бизниң җамаитимиздики қериндашларға садиқ меһир-муһәббәт көрситишимизни халайду. Биз қедимки заманда мошу пәзиләтни көрсәткән Худаниң бәзи хизмәтчилири һәққидә үгиниш арқилиқ садиқ меһир-муһәббәтниң немә екәнлигини чоңқурирақ чүшинәләймиз. Бу мақалидә биз Рут, Наоми, Боазларниң үлгилиридин немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.
b Бу мақалини яхширақ чүшиниш үчүн Рут китавиниң 1, 2-баплирини оқушқа дәвәт қилимиз.