Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

46-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Йеңидин өйләнгәнләр, диққитиңларни Йәһваға хизмәт қилишқа қаритиңлар

Йеңидин өйләнгәнләр, диққитиңларни Йәһваға хизмәт қилишқа қаритиңлар

«Йәһва — Күчүм һәм Қалқиним. Униңға көңлүм ишәнгәнди вә У маңа ярдәм қилди» (ЗӘБ. 28:7).

36-НАХША Худа қошқанни айримисун инсан

БУ МАҚАЛИДӘ: a

1, 2. а) Немә үчүн йеңидин той қилғанлар Йәһваға тайиниши керәк? (Зәбур 37:3, 4) ә) Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?

 СИЗ той қилишқа тәйярлиниватамсиз яки йеңидин той қилдиңизму? Шундақ болса, наһайити ениқки, сиз өзүңиз сөйгән ашиғиңиз билән шат-хорам турмуш кәчүрүшкә бәк тәшна. Әлвәттә неканиң өзигә яриша қийинчилиқлири бар. Муһим қарарларни чиқиришқа тоғра келиду. Қийинчилиққа дуч кәлгәндә, немә қилидиғанлиғиңлар вә қандақ қарарларни чиқиридиғанлиғиңлар һәр иккиңларниң хошаллиғиңларға узун жиллар тәсир қилиду. Әгәр Йәһваға таянсаңлар, дана қарарларни чиқирисиләр, нека риштиңлар техиму мәһкәм болиду вә техиму хошал болисиләр. Әгәр Худаниң мәслиһәтлиригә таянмисаңлар, қийинчилиқларға дуч келип, некаларда соғақчилиқ пәйда болуп, хошаллиқ тапалмайсиләр (Зәбур 37:3, 4ни оқуң).

2 Бу мақалә асаслиғи йеңидин той қилғанларға қаритилған. Шундақ болсиму, барлиқ турмуш қурғанлар дуч келидиған қийинчилиқларму оттуриға қоюлған. Йәнә Муқәддәс китаптики бәзи садақәтмән әр-аялларниң қалдурған үлгилиридин немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз. Әшу үлгиләр неканиму өз ичигә алған һаятимизниң түрлүк саһалирида әмәлий қоллиналайдиған мәслиһәтләрни үгитиду. Бүгүнки күндики турмуш қурғанларниң бәзиләрниң тәҗрибилиридин немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизниму көримиз.

ЙЕҢИДИН ТУРМУШ ҚУРҒАНЛАР ДУЧ КЕЛИДИҒАН ҚИЙИНЧИЛИҚЛАР

Йеңидин той қилғанларниң Йәһваға көпирәк хизмәт қилишиға немә тосқунлуқ қилиши мүмкин? (3, 4-абзацларға қараң)

3, 4. Йеңидин турмуш қурғанлар қандақ қийинчилиқларға дуч келиши мүмкин?

3 Бәзи кишиләр йеңидин той қилғанларни көпчилик кишиләргә охшаш һаят кәчүрүшкә үндиши мүмкин. Мәсилән, ата-анилири вә уруқ-туққанлири пәрзәнтлик болушқа алдиритиши мүмкин. Достлири вә аилә әзалири уларни өй сетивелип, уни чирайлиқ қилип безәшкә дәвәт қилиши мүмкин.

4 Әгәр диққәт қилмиса, турмуш қурғанлар өзлирини қәризгә боғуп қоюдиған қарарларни чиқириши мүмкин. Шуниң билән әр-аял иккилисигә қәриздин қутулуш үчүн әтидин-кәчкичә һерип-чарчап ишләшкә тоғра келиду. Шундақ ишлигәч, улар Муқәддәс китапни шәхсий тәтқиқ қилиш, аиләвий ибадәт һәмдә вәз хизмити үчүн сәрип қилидиған вақтини қисқартишқа башлиши мүмкин. Улар көпирәк пул тепиш яки иш орнини сақлап қелиш үчүн қошумчә ишләшкә тоғра келип, һәтта җамаәт учришишлирини қалдуруши мүмкин. Нәтиҗидә, улар Йәһваға хизмәт қилип, хошаллиқ тепишниң пурсәтлирини қолдин берип қойиду.

5. Клаус вә Марисаниң үлгисидин немиләрни үгинәләймиз?

5 Нурғун мисаллар шуни испатлидики: әгәр һаятимизда маддий нәрсиләрни әң муһим орунға қойсақ, биз хошаллиқ тапалмаймиз. Клаус вә Марисаниң b мисалини көрүп бақайли. Улар йеңидин той қилғанда, тоққузи тәл һузур-һалавәтлик турмуш кәчүрүш үчүн толуқ вақит сәрип қилидиған иш орнида ишлигән. Бирақ улар өзлирини һәқиқий хошал һис қилмиған. Клаус шундақ дәйду: «Бизниң маддий җәһәттин һәммә нәрсимиз ешип-тешип турсиму, бирақ роһий җәһәттин мәхсәтлиримиз йоқ еди. Растини ейтқанда, һаятимизда һәр түрлүк қийинчилиқлар болуп, көңлүмиз тинч-хатирҗәмлик тапмиған». Бәлким, сизму шуни байқидиңиз, маддий нәрсиләргә диққитиңизни қаритиш көңлиңизни қанаәт тапқузалмиди. Әгәр шундақ болса, үмүтсизләнмәң. Һазир бәзи өзгиришләрни қилишиңизға ярдәм беридиған мисалларни көрүп чиқимиз. Авал әрләрниң падиша Йәһошафатниң қалдурған мисалидин немиләрни үгинәләйдиғанлиғини мулаһизә қилайли.

ЙӘҺОШАФАТ ПАДИШАҒА ОХШАШ ЙӘҺВАҒА ТАЙИНИҢ

6. Падиша Йәһошафат еғир қийинчилиққа дуч кәлгәндә, Пәнд-нәсиһәтләр 3:5, 6-айәтләрдики нәсиһәтләргә қулақ селип, немә иш қилған?

6 Әрләр, силәр бәзидә мәсъулийитиңларниң көплигидин үстүңларға еғир жүкни артип қойғандәк һис қиламсиләр? Әгәр шундақ болса, падиша Йәһошафатниң мисали силәргә ярдәм берәләйду. Падиша Йәһошафат өз хәлқиниң бехәтәрлигини қоғдашқа мәсъул еди. У шу вәзипини орунлап, хәлқини қоғдаш үчүн қолидин кәлгәнниң һәммисини қилип, өз мәсъулийитини орунлиған. У Йәһудийәдики шәһәрләрни мустәһкәмләп, 1160000 кишилик чоң қошунни жиққан (Тар. 2-яз. 17:12—19). Амма Йәһошафат кейин чоң бир қийинчилиққа дуч кәлгән. Аммонийлиқлар, моаблиқларниң чоң қошунлири вә Сеир тағлиқ райондики кишиләр униңға, аилисигә вә пухралириға тәһдид салған (Тар. 2-яз. 20:1, 2). Шу вәзийәттә Йәһошафат немә қилған? У Пәнд-нәсиһәтләр 3:5, 6-айәтләрдики (Оқуң) нәсиһәткә қулақ салған. У Йәһвадин ярдәм вә күч тилигән. Тарихнамә 2-язма 20:5—12 айәтләрдики Йәһошафатниң сәмимий дуаси асмандики Атисиға униң қанчилик ишәнч қилғанлиғини көрситиду. Йәһва Худа Йәһошафатниң дуасиға қандақ җавап қайтурған?

7. Йәһва Йәһошафатниң дуасиға қандақ җавап бәргән?

7 Йәһва Худа Яһазийәл исимлиқ бир лавий арқилиқ Йәһошафатқа шундақ дегән: «Силәргә әвәтилгән Йәһваниң қутқузулушиға нәзәр селип қараңлар» (Тар. 2-яз. 20:13—17). Адәттә җәңдә орнудин мидирлимай ғәлибә қилиш мүмкин әмәс. Бирақ шу көрсәтмиләр инсандин әмәс, Йәһвадин кәлгән еди. Йәһошафат Йәһваға пүтүнләй ишәнч қилип, Униң ейтқанлиридәк қилған. У вә униң хәлқи дүшмәнләр билән җәңгә чиққанда, у маһир җәңчиләрни әмәс, бәлки, һечқандақ қуралланмиған мәдһийә нахшилирини ейтқучиларни қошунларниң алдиға тизип қойған. Йәһва Йәһошафатқа бәргән вәдисини орунлап, дүшмән қошунлирини йоқ қилған (Тар. 2-яз. 20:18—23).

Дуа қилиш вә Худа Сөзини тәтқиқ қилиш арқилиқ йеңидин той қилғанлар Йәһваға хизмәт қилишни һаятида биринчи орунға қоялайду (8, 10-абзацларға қараң)

8. Әрләр Йәһошафатниң мисалидин немиләрни үгинәләйду?

8 Әрләр, силәр Йәһошафатни өзүңларға үлгә қилалайсиләр. Силәрниң өз аиләңларға ғәмхорлуқ қилиш мәсъулийитиңлар бар. Шуңа аиләңларни қамдаш вә уларни қоғдаш үчүн тиришисиләр. Силәр қийинчилиқларға дуч кәлгәндә: «Өз күчүмгә тайинип, қийинчилиқларни һәл қилалаймән»,— дәп ойлишиңлар мүмкин. Бирақ өзүңларға шундақ тайиништин сақлиниңлар. Әксичә, ялғуз олтирип, Йәһвадин ярдәм сорап дуа қилиңлар. Униңдин башқа, аялиңлар билән бирликтә дуа қилиңлар. Муқәддәс китап вә Йәһваниң тәшкилати нәшир қилған материалларни тәтқиқ қилип үгиниш арқилиқ Униңдин көрсәтмиләрни сораңлар вә тапқан мәслиһәтләрни әмәлий һаятиңларда қоллиниңлар. Бәлким, башқилар силәрниң Муқәддәс китапқа асасланған қарарлириңларни яқтурмайду. Улар силәрни ахмақ дейиши мүмкин. Улар, бәлким, аилини һимайә қилишниң әң яхши капалити пул вә маддий нәрсиләр дейишиду. Бирақ Йәһошафатниң мисалини әстә сақлаңлар. У Йәһваға таянған вә буни өз иш-һәрикәтлиридә көрсәткән. Йәһва әшу садиқ кишини ташлимиған вә сизниму ташлимайду (Зәб. 37:28; Ибр. 13:5). Турмуш қурған җүпләр шат-хорам һаят кәчүрүш үчүн йәнә немиләрни қилалайду?

ЙӘШАЯ ВӘ УНИҢ АЯЛИҒА ОХШАШ ҺАЯТИҢЛАРДА ЙӘҺВАҒА ХИЗМӘТ ҚИЛИШНИ БИРИНЧИ ОРУНҒА ҚОЮҢЛАР

9. Йәшая пәйғәмбәр вә аяли һәққидә немиләрни үгинәләймиз?

9 Йәшая пәйғәмбәр вә униң аяли Йәһваға хизмәт қилишни һаятида биринчи орунға қойған. Йәшая пәйғәмбәр еди. Бәлким, униң аялиму пәйғәмбәрлик қилған, чүнки Муқәддәс китапта уни аял пәйғәмбәр дәп атиған (Йәшая 8:1—4). Наһайити ениқки, Йәшая вә аяли Йәһва Худаға ибадәт қилишни һаятида әң муһим орунға қойған. Улар бүгүнки күндики турмуш қурғанлар үчүн яхши үлгә болалайду.

10. Бәшарәтләрни тәтқиқ қилиш әр-аялниң Йәһваға қолидин келишичә хизмәт қилиш арзу-истигини күчәйтишигә қандақ ярдәм берәләйду?

10 Той қилған бир җүп күчиниң йетишичә Йәһваға хизмәт қилиш арқилиқ Йәшая вә униң аялини үлгә қилалайду. Улар бирликтә Муқәддәс китаптики бәшарәтләрни тәтқиқ қилип, уларниң қандақ әмәлгә ашқанлиғиға көз йәткүзүш арқилиқ Йәһваға болған ишәнчисини күчәйтәләйду (Тит. 1:2). Улар өзлириниң Муқәддәс китаптики мәлум бәшарәтләрниң әмәлгә ешишиға өз һәссисини қандақ қошалайдиғанлиғи һәққидә ойланса болиду. Мәсилән, улар ахир келиштин авал хуш хәвәр пүткүл йәр йүзидә вәз қилиниши керәк дегән Әйса Мәсиһниң бәшаритиниң әмәлгә ешишиға өз һәссисини қошалайду (Мәт. 24:14). Улар мошу бәшарәтниң әмәлгә ешиватқанлиғиға көз йәткүзгәнсири, уларниң Йәһваға қолидин келишичә хизмәт қилиш арзу-истиги күчийиду.

ПРИСКИЛА ВӘ АКИЛАҒА ОХШАШ ХУДА ПАДИШАЛИҒИНИ БИРИНЧИ ОРУНҒА КОЮҢЛАР

11. Прискила вә Акила немиләрни қилалиған вә немә үчүн?

11 Той қилған яшлар Рим шәһиридә яшиған бир җүп йәһудий әр-аял Прискила вә Акиладин үлгә алалайду. Улар Әйса һәққидики хуш хәвәрни аңлап униң әгәшкүчилири болған еди. Шәк-шүбһисизки, улар өз һаятидин қанаәт тепип яшиған, бирақ күтүлмигәндә һаятида өзгиришләр йүз бәргән. Сәвәви Рим императори Клавдиус барлиқ йәһудийларниң Римдин кетишни буйриған. Шуңа әмди улар өзигә тонуш болған шу шәһәрдин айрилип, йеңи бир җайға көчүп берип, йеңи бир өй тепиши вә чедир ясаш тиҗаритини қайта башлиши керәк болатти. Шу қийинчилиқлар уларниң Худа Падишалиғини биринчи орунға қоюшиға тосалғу болғанму? Бу соалниң җававини билимиз. Улар Коринт шәһиридики йеңи өйгә көчкәндә, әлчи Паул билән бирликтә йәрлик җамаәттә қериндашларниң иман-етиқадини күчәйтиш ишиға ярдәм бәргән. Кейинирәк улар вәз ейтқучиларға еһтияҗлиқ шәһәрләргә көчүп барған (Әлч. 18:18—21; Рим. 16:3—5). Көргинимиздәк, уларниң һаяти һәқиқәтән қизиқарлиқ вә хошал-хорам өткән.

12. Немә үчүн турмуш қурған бир җүп роһий мәхсәтләрни қоюши керәк?

12 Бүгүнки күндиму турмуш қурғанлар Падишалиқ хизмитини биринчи орунға қоюп, Прискила вә Акилани үлгә қилалайду. Бир җүпниң һаятидики мәхсәтлири һәққидә параңлишишниң әң яхши пәйти — улар учришип, арилишип жүргән вақитлар. Улар бирликтә қарарни қилип, роһий мәхсәтләргә йетиш үчүн тиришқанда, Йәһваниң уларниң турмушиға қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүшниң пурсәтлири техиму көп болиду (Вәз 4:9, 12). Һазир Рассел вә Элизабетниң тәҗрибилирини көрүп бақайли. Рассел: «Биз учришип, арилишип жүргәндә, роһий мәхсәтләр һәққидә алаһидә сөһбәтләшкән едуқ»,— дәйду. Элизабет шундақ дәйду: «Биз илгири сөһбәтләшкән. Шуңа кейинирәк биз һәрхил қарарларни чиқарғанда, шу илгири қойған мәхсәтлиримизгә йетиш үчүн һазир чиқиридиған қарарлиримиз тосқунлуқ қилидиған-қилмайдиғанлиғиға көз йәткүзәттуқ». Рассел вә Элизабетниң шараити уларниң бирликтә вәз ейтқучиларға алаһидә еһтияҗлиқ Микронезиягә көчүп хизмәт қилишиға йол ачқан.

Роһий мәхсәтләрни қоюш арқилиқ йеңидин той қилғанлар Йәһваға хизмәт қилишни һаятида биринчи орунға қоялайду (13-абзацқа қараң)

13. Зәбур 28:7-айәткә асасланғанда, биз Йәһваға ишәнч қилсақ, нәтиҗиси қандақ болиду?

13 Рассел вә Элизабетқа охшаш, нурғун әр-аяллар аддий-саддә турмуш кәчүрүшни қарар қилған. Шуңа улар Падишалиқ хуш хәвирини вәз қилиш вә тәлим бериш үчүн қолидин кәлгиничә көпирәк вақит сәрип қилалайду. Бир җүп Йәһваға хизмәт қилиш үчүн мәхсәтләрни қоюп, шу мәхсәтлиригә йетиш үчүн бирликтә тиришқанда, шуниңға яриша мевисини көриду. Улар Йәһваниң өзлиригә қандақ ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини көрүп, Униңға болған иман-етиқади күчийиду вә һәқиқий хошаллиққа еришиду (Зәбур 28:7ни оқуң).

ӘЛЧИ ПЕТРУС ВӘ УНИҢ АЯЛИҒА ОХШАШ ЙӘҺВАНИҢ ВӘДИЛИРИГӘ ИШИНИҢЛАР

14. Әлчи Петрус вә униң аяли Мәтта 6:25, 31—34 айәтләрдики вәдиләргә ишәнч қилғанлиғини қандақ көрсәткән?

14 Турмуш қурғанлар әлчи Петрус вә униң аялиниң үлгилиридинму үгинәләйду. Петрус Әйсани тунҗа қетим учритип, тәхминән алтә айдин бир жилғичә вақиттин кейин һаятида муһим қарарни чиқиришқа тоғра кәлгән. Петрус белиқчилиқ кәспи билән шуғулланған. Шуңа, Әйса Петрусни толуқ вақит униңға әгишишкә чақирғанда, Петрус өз аилисини беқиш тоғрисида ойлинишқа тоғра кәлгән (Луқа 5:1—11). Петрус Әйсаға әгишишни қарар қилған. У дана қарар қилған еди. Муқәддәс китапта, Әйса асманға көтүрүлгәндин кейин, Петрусниң бәзидә аяли билән бирликтә сәпәр қилғанлиғи тилға елинған. Шуниңдин биз хуласә қилалаймизки, Петрусниң аяли униң қарарини қоллап-қувәтлигән (Кор. 1-х. 9:5). Шәк-шүбһисизки, Петрусниң аяли яхши бир етиқатчи болған, сәвәви Петрус әр-аял етиқатчилар үчүн әркин-азадә мәслиһәтләрни бәргән (Пет. 1-х. 3:1—7). Демәк, ениқ көрүнүп туридуки, Петрус вә униң аяли Падишалиқ хизмитини һаятида биринчи орунға қойса, Йәһваниң уларниң муһтаҗлиқлирини тәминләп беридиғанлиғи һәққидики вәдилиригә ишәнгән (Мәтта 6:25, 31—34ни оқуң).

15. Тьяго вә Эстерниң мисалидин немиләрни үгәндуқ?

15 Әгәр силәрниң той қилғиниңларға бирнәччә жил болған болса, давамлиқ көпирәк вәз қилиш қизғинлиғини қандақ ашуралайсиләр? Шундақ қилишниң бир йоли — башқилардин үлгә елиш. Мәсилән, «Улар тәйярлиқ роһини көрсәткән» дегән бир қатар мақалиләрни оқуңлар. Шу мақалиләр Бразилиядә яшиған Тьяго вә Эстер исимлиқ қериндашларниң вәз ейтқучиларға еһтияҗлиқ йәрләргә берип, хизмәт қилиш қизғинлиғини ашурушиға ярдәм бәргән. Тьяго чүшәндүрүп, мундақ дәйду: «Йәһваниң бүгүнки күндики хизмәтчилиригә әмәлий ярдәм бәргәнлигини оқуғанда, бизму Йәһваниң көрсәтмилирини вә Униң бизгә қандақ көңүл бөлидиғанлиғини өз бешимиздин өткүзүшни бәкму халидуқ». Улар Парагвайға көчүп, 2014-жилдин башлап португал тилидики җамаәттә хизмәт қиливатиду. Эстер шундақ дәйду: «Һәр иккилимиз Әфәсликләргә 3:20-айәттики сөзләрни яхши көрүмиз. Йәһваға хизмәт қилғинимизда, мошу сөзләрниң һәқиқәт екәнлигини өз көзүмиз билән нурғун қетим көрдуқ». Әлчи Паул Әфәсликләргә язған хетидә Йәһвадин ярдәм сорисақ, биз еһтияҗлиқ болғандинму көпирәк нәрсиләрни йәткүзүп бериду дәп вәдә бәргән. Бу вәдә нурғун қетим орунланди.

Пишип йетилгән етиқатчилардин мәслиһәт сораш арқилиқ йеңидин той қилғанлар Йәһваға хизмәт қилишни һаятида биринчи орунға қоялайду (16-абзацқа қараң)

16. Яш бир җүп роһий мәхсәтләр һәққидә ойланғанда, кимләрдин мәслиһәт сориса болиду?

16 Бүгүнки күндә йеңидин той қилған яшлар узун жиллар Йәһваға тайинишни үгәнгән башқа қериндашларниң тәҗрибилиридин көп нәрсиләрни үгинәләйду. Бәзи бир җүпләр нәччә он жил толуқ вақит хизмәт қилип келиватиду. Әгәр силәр роһий мәхсәтлириңлар һәққидә ойлаватқан болсаңлар, улардин мәслиһәт сорап беқиңлар. Бу — Йәһваға таянғанлиғиңларни көрситишниң йәнә бир йоли (Пәнд н. 22:17, 19). Яш бир җүпниң роһий мәхсәтләрни қоюп, уларға йетишигә җамаәттә ақсақаллар ярдәм берәләйду.

17. Клаус вә Мариса немиләрни баштин өткүзгән вә уларниң тәҗрибилиридин биз немиләрни үгинәләймиз?

17 Бирақ бәзидә биз Йәһваға көпирәк хизмәт қилиш үчүн мәлум бир қарарни чиқарсақму, амма ишлар биз күткәндәк болмаслиғи мүмкин. Дәсләптә тилға алған Клаус билән Марисаниң мисалини көрүп бақайли. Улар той қилип, үч жилдин кейин өйидин кетип, Финляндиядики Бәйтәл қурулушиға пидаий ярдәм беришкә барған. Бирақ улар алтә айдин артуқ туралмайдиғанлиғини билгән. Дәсләптә улар үмүтсизләнгән. Бирақ ишларда өзгириш болған. Улар әрәп тили үгиниш курсиға тәклип қилинған вә һазир башқа бир дөләттә әрәп тилида сөзләйдиғанларға хошаллиқ билән вәз қиливатиду. Шу йүз бәргән ишлар һәққидә Мариса шундақ дәйду: «Йәһваға пүтүнләй тайинип, һечқачан көрүп бақмиған ишларни қилиш қорқунчлуқ туюлған еди. Бирақ Йәһваниң һәрдайим биз күтмигән йоллар билән бизгә ярдәм бәргәнлигини көрдүм. Кейин әшу йүз бәргән ишлар Йәһваға болған ишәнчимни техиму күчәйтти». Худди бу мисалда көрситилгәндәк, әгәр силәр Йәһваға пүтүнләй таянсаңлар, У һәрдайим силәрни бәрикәтләйду.

18. Турмуш қурғанлар давамлиқ Йәһваға тайиниш үчүн немә қилалайду?

18 Некалиқ турмуш — Йәһвадин кәлгән соғат (Мәт. 19:5, 6). У той қилғанларниң мошу соғаттин хошаллиқ тепишини халайду (Пәнд н. 5:18). Той қилған яшлар, силәр һаятиңларни немигә беғишлаш тоғрисида ойлинип бақтиңларму? Шу соғатқа болған миннәтдарлиғиңларни Йәһваға билдүрүш үчүн қолуңлардин кәлгәнләрниң һәммисини қиливатамсиләр? Буниң үчүн Йәһваға дуа қилип, Униңға өз ой-пикриңларни ейтип бериңлар. Өзүңларниң вәзийитигә мас келидиған қаидә-принципларни Яратқучиниң Сөзидин издәңлар. Йәһва бәргән мәслиһәткә қулақ селиңлар. Әгәр Йәһваға хизмәт қилишни һаятиңларда биринчи орунға қойсаңлар, Йәһва силәрни бәрикәтләйду вә шат-хорам турмуш кәчүрисиләр.

2-НАХША Тәшәккүр, Йәһва!

a Һаятимизда бәзи қарарлар Йәһваға хизмәт қилидиған вақтимиз вә күчимизгә тәсир қилиду. Адәттә йеңидин той қилғанлар пүтүн һаятиға тәсир қилидиған қарарларни чиқириду. Бу мақалә йеңидин той қилғанларниң шат-хорам, мәналиқ турмушқа йетәкләйдиған дана қарарларни чиқиришиға ярдәм бериду.

b Бәзи исимлар өзгәртилгән.